Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

17-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

28-НАХША Йеңи нахша

Роһий җәннәттин мәңгү айрилмаң

Роһий җәннәттин мәңгү айрилмаң

«Демәк, Мән яритиватқан нәрсиләргә беқип, хошал болуп, әсирләр бойи шатлиниңлар» (ЙӘШАЯ 65:18).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Биз үчүн роһий җәннәтниң қандақ пайдиси барлиғини вә башқиларни униңға қандақ җәлип қилалайдиғанлиғимизни үгинимиз.

1. Роһий җәннәт дегән немә вә немиләргә қәтъий бәл бағлишимиз керәк?

 БҮГҮНКИ КҮНДӘ йәр йүзидә символлуқ мәнадики җәннәттә бәһримән болуватқан миллионлиған кишиләр һәқиқий тинч-хатирҗәмлик ичидә яшаватиду. Улар бир-бири билән инақ-иттипақ өтүп, бирликтә көплигән мәналиқ ишларни қиливатиду. Улар мошу роһий җәннәттин айрилмаслиққа қәтъий бәл бағлиған. Улар йәнә мүмкинқәдәр көпирәк кишиләрниң өзлиригә қошулуп, мошу тинч-хатирҗәмликкә толған роһий җәннәттә a бирликтә Худаға пак ибадәт қилишини халайду.

2. Роһий җәннәтниң алаһидиликлири немә?

2 Шәйтанниң башқуруши астидики бу дуния хәвп-хәтәр, өчмәнлик вә түрлүк рәзилликләр билән толған болсиму, Йәһва Өз хәлқи үчүн тинч-хатирҗәм, инақ-иттипақ бир муһитни яратқан (Йоһ. 1-х. 5:19; Вәһ. 12:12). Бу дунияниң зиянлиқ тәсирини көргән рәһим-шәпқәтлик Яратқучимиз бизни роһий җәннәт арқилиқ қоғдап келиватқачқа, биз хошал-хорам Униңға ибадәт қилип келиватимиз. Муқәддәс китап бу роһий җәннәтни бехәтәр панагаһ вә яхши суғурулған бир бағ дәп тәсвирләйду (Йәшая 4:6; 58:11). Йәһваниң бәрикити арқилиқ бу роһий җәннәттә яшайдиғанлар қийин күнләрдә өзини бәхитлик вә бехәтәр һис қилиду (Йәшая 54:14; Тим. 2-х. 3:1).

3. Йәшая 65-бапта йезилған пәйғәмбәрлик сөзләр биринчи қетим қандақ әмәлгә ашқан?

3 Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ Йәһва Худа символлуқ мәнадики роһий җәннәттә яшиғанларниң турмуши қандақ болидиғанлиғини алдин бәшарәт бәргән. Бу бәшарәтни Йәшая китавиниң 65-бабидин тапалайсиз. Бу бәшарәт миладидин илгирики 537-жили тунҗа қетим әмәлгә ашқан. Шу вақитта товва қилған йәһудийлар Бабилдики әсирликтин қутулуп, өз жутиға қайтип кәлгән. Йәһваниң бәрикити вә ярдими билән уларниң вәйран болған шәһири Йерусалим вә ибадәтханиси қайта ясилип, гөзәл һаләткә кәлтүрүлгән. Шуниң билән бу шәһәр қайта һәқ ибадәтниң мәркизигә айланған (Йәшая 51:11; Зәк. 8:3).

4. Йәшая 65-бапта йезилған пәйғәмбәрлик сөзләр бүгүнки күндә қандақ әмәлгә ешиватиду?

4 Йәшая пәйғәмбәрниң бу бәшарити 1919-жили Йәһваниң һазирқи хәлқи Бүйүк Бабилниң әсирлигидин азат қилинғанда әмәлгә ашти. Шуниңдин кейин роһий җәннәт дунияниң һәрқайси җайлирида кәңийишкә башлиди. Падишалиқ хуш хәвирини қизғин вәз ейтқучилар дунияниң җай-җайлирида нурғун җамаәтләрни қурди вә Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас пәзиләтләрни йетилдүрди. Илгири явайи һайванлардәк вәһший болған адәмләр Худаниң ирадисигә мувапиқ яритилған йеңи шәхсни кийип, миҗәз-хулуқлири өзгәргән (Әфәс. 4:24). Әлвәттә Йәшая тәсвирлигән нурғун бәрикәтләр йеңи дунияда һәқиқий мәнада пүтүнләй әмәлгә ашиду. Амма биз бүгүнки күндә бәзи бәрикәтләрдин бәһримән болуп келиватимиз. Һазир бирликтә роһий җәннәтниң бизгә қандақ тәсир қилидиғанлиғи вә немә үчүн униңдин һәргиз айрилмаслиғимиз керәклигини көрүп бақайли.

РОҺИЙ ҖӘННӘТТӘ БОЛҒАНЛАР ӨЗИНИ ҚАНДАҚ ҺИС ҚИЛИДУ?

5. Йәһва Худаниң Йәшая 65:13-айәттики бәшарәттә вәдә қилған бәзи бәрикәтлирини тәсвирләп бериң.

5 Мол роһий озуқлуқтин бәһримән болуп, көңли тәсәлли тапиду. Йәшаяниң бәшарити роһий җәннәттә яшайдиғанлар билән роһий җәннәтниң сиртида яшайдиғанларниң арисида рошән пәриқ барлиғини тәсвирләп бәргән (Йәшая 65:13ни оқуң). Йәһва Өзигә ибадәт қилғучиларниң роһий җәһәттики еһтияҗлирини қамдап, уларни қанаәт тапқузиду. У бизгә муқәддәс роһи, Өз Сөзи болған Муқәддәс китап вә иман-етиқадимизни күчәйтидиған роһий озуқлуқларни бериду. Шуңа биз йәймиз, ичимиз вә шатлинимиз (Вәһий 22:17ни селиштуруң). Әксинчә бу роһий җәннәтниң сиртидикиләрниң һаяти тамамән башқичә болиду. Әшу кишиләр ач қалиду, уссайду вә шәрмәндә болиду. Улар роһий җәһәттин интайин намрат (Амос 8:11).

6. Йоел 2:21—24 айәтләрдики бәшарәткә асаслинип, бүгүнки күндә Йәһва Худа бизни роһий җәһәттин қандақ тәминләватиду вә буниңдин қандақ пайдисини көрәләймиз?

6 Йоел пәйғәмбәр бәшаритидә күндилик турмушта чоқум болуши зөрүр нәрсиләрни, йәни ашлиқ-дан, үзүм шарави вә зәйтун йеғи қатарлиқ йемәк-ичмәкләрниң мол болидиғанлиғини тилға алған. Бу Йәһваниң сехийлиқ билән Өз хәлқини роһий җәһәттин озуқландуруш үчүн роһий озуқлуқларни тәминләп беридиғанлиғини ениқ көрситип бериду (Йоел 2:21—24). Бүгүнки күндә Йәһва Муқәддәс китап, Муқәддәс китапқа асасланған нәшрий материаллар, торбәт, җамаәт учришишлири, бир күнлүк яки үч күнлүк конгресслар арқилиқ бизгә роһий озуқлуқларни тәминләп бериду. Биз бу роһий озуқлуқлардин һәр күни бәһримән болалаймиз. Нәтиҗидә, биз өзүмизни роһий җәһәттин интайин сағлам вә көңлүмиз тәсәлли тапқандәк һис қилалаймиз.

7. Шат-хорамлиққа толған көңлүмиз бизни қандақ бәрикәтләргә ериштүриду? (Йәшая 65:14)

7 Хошал-хорамлиқ вә қанаәт тапиду. Худа хизмәтчилириниң көңли қанаәт тапқач, өзлирини шат-хорам һис қилиду (Йәшая 65:14ни оқуң). Худа Сөзидики иман-етиқатни күчәйтидиған һәқиқәтләр, тәсәлли беридиған вәдиләр вә Мәсиһ Әйсаниң төләм қурбанлиғи асасида биз еришкән үмүт көңлүмизни шат-хорамлиққа толдуриду. Мошу ишлар һәққидә етиқатчи қериндашлиримиз билән параңлашқанда, өзүмизни интайин хошал-хорам һис қилимиз (Зәб. 34:8; 133:1—3).

8. Роһий җәннәтниң қандақ икки муһим алаһидилиги бар?

8 Йәһваниң хәлқи арисидики сөйгү-муһәббәт вә инақ-иттипақлиқ роһий җәннәттә яшайдиғанларниң әң рошән алаһидилиги. Бу инақ-иттипақлиқ риштиси йеңи дунияда һаятниң қандақ болидиғанлиғини тәсәввур қилишимизға ярдәм бериду. Әшу вақитта Йәһваниң хәлқи һазирқидинму көпирәк инақ-иттипақ болуп, бир-биригә сөйгү-муһәббәт көрситиду (Кол. 3:14). Бир қериндаш тунҗа қетим өзиниң Йәһва гувачилири билән көрүшкәндә, немиләрни һис қилғанлиғини мундақ тәсвирләйду: «Мән қандақ хошал болушни билмигән, һәтта аиләмдикиләр билән биллә болғандиму өзүмни ундақ һис қилмиған едим. Тунҗа қетим Йәһва гувачилирини көргәндә, бир-биригә һәқиқий сөйгү-муһәббәт көрситидиған кишиләрниң барлиғини көрдүм». Әгәр бир киши һәқиқий хошаллиқни тепип, қанаәт һис қилишни халиса, әшу киши бизниң роһий җәннәттики һаятимизни өз бешидин кәчүрүп көрүши керәк. Бу дуния Йәһва гувачилири һәққидә немә дейишидин қәтъийнәзәр, һәммимиз Йәһваниң чоң аилисидә яхши нам-атаққа еришкән кишиләр, чүнки биз үчүн дунияниң кишилириниң немә дейиши муһим әмәс (Йәшая 65:15).

9. Йәшая 65:16, 17-айәтләрдики пәйғәмбәрлик сөзләр азап-оқубәтләрдин хали һаят тоғрисида немә дәйду?

9 Көңли арам тепип, тинч-хатирҗәм болиду. Йәшая 65:14-айәт роһий җәннәтниң сиртида болғанлар һәққидә мундақ дәйду: «Силәр болсаңлар, жүригиңлардики қайғудин товлап, роһуңларниң вәйранлиғидин жиғлайсиләр». Амма Худа хәлқи азап-оқубәт вә қайғу-һәсрәтләрни кәлтүрүватқан барлиқ ишлар һәққидә немә дәйду? Барлиқ әшу ишлар һәққидә Худа мундақ дәйду: «[Улар] унтулуп, Мениң көзлиримдин ғайип болиду» (Йәшая 65:16, 17ни оқуң). Йәһва бизниң барчә қийинчилиқлиримизни йоқ қилип, әң ахирида барлиқ азаплиқ әслимилиримиз пүтүнләй унтулуп кетилиду.

10. Немә үчүн етиқатдашлар билән арилишишни бәрикәт дәп қарайсиз? (Рәсимгиму қараң.)

10 Биз һазир җамаәт жиғилишлиримизға қатнашқинимизда, көңлүмиз арам тепип, тинч-хатирҗәмликни һис қилғач, мошу рәзил дуниядики еғир бесимларни арқимизға ташлап қоялаймиз. Әгәр биз пүтүн күчимиз билән муқәддәс роһниң мевисини йетилдүрсәк, меһир-муһәббәт, хошаллиқ, тинчлиқ, сәвир-тақәт, меһрибанлиқ, яхшилиқ, иман-етиқат қатарлиқ гөзәл пәзиләтләрни нәмаян қилип, роһий җәннәттә етиқатдашлиримизниң өзлирини техиму тинч-хатирҗәм һис қилишиға һәссимизни қошалаймиз (Гал. 5:22, 23). Бүгүнки күндә биз Худаниң тәшкилатиға тәвә болғанлиғимиздин өзүмизни интайин бәхитлик һис қилимиз. Әгәр биз роһий җәннәттин айрилмисақ, Худаниң «йеңи асман билән йеңи йәр» һәққидики вәдисиниң толуқ әмәлгә ашқанлиғини өз көзүмиз билән көрүмиз.

Роһий җәннәттә болуп, Худаниң аилисиниң бир әзаси болуш бәхит-бәрикәттур (10-абзацқа қараң) c


11. Йәшая 65:18, 19-айәтләргә асасланғанда, Йәһва Худа яратқан роһий җәннәт бизгә қандақ тәсир қилиши керәк?

11 Миннәтдар вә шат-хорам болиду. Йәшая пәйғәмбәр немә үчүн роһий җәннәттә шат-хорам болалайдиғанлиғимизни чүшәндүрүп бәргән. Йәһва Өзи бу җәннәтни яратқан (Йәшая 65:18, 19ни оқуң). Шуңлашқа У бизни ишлитип, кишиләрни роһий җәһәттин чөл-қақас болуп кәткән бу дуниядин жирақлаштуруп, гөзәл роһий җәннәткә йетәкләватқанлиғи һәҗәплинәрлик әмәс! Биз һәқиқәт йолида меңип, нурғунлиған бәрикәтләрдин бәһримән болғачқа, хошал-хорамлиқ вә қанаәткә еришиватимиз. Бу есил бәрикәтләрдин башқилар билән тәң бәһримән болушқа интайин интизармиз (Йәр. 31:12).

12. Йәшая 65:20—24 айәтләрдики вәдиләр сизни қандақ һис қалдуриду вә немә үчүн?

12 Биз роһий җәннәттә яшаватқанларниң миннәтдар вә шат-хорам болушимизға сәвәп болидиған әҗайип үмүтимиз бар. Худаниң йеңи дуниясида немә иш қилидиғанлиғимизни вә немиләрни көридиғанлиғимизни ойлап көрүң! Муқәддәс китап бизниң келәчигимиз һәққидә мундақ вәдә бериду: «Әнди аз күн яшап, чачрап кәткән гөдәк болмайду вә йешиниң барлиғини сүрмигән қери болмайду». Биз «өй-маканларни селип, уларда яшай[миз], үзүмзарлиқларни тикип, уларниң мевилирини йәй[миз]». Биз «бекардин» җапалиқ ишлимәймиз, чүнки Йәһва бизни бәрикәтләйду. Яратқучимиз йәнә шундақ бехәтәр вә қанаәтлинәрлик һаят кәчүридиғанлиғимизни вәдә қилғач, һәр күни мәналиқ яшаймиз. Биз һәтта «мураҗиәт қилиштин бурун» У һәрбиримизниң немигә муһтаҗ болғинини билиду. У «тирик җанларниң хаһишлирини» қандуриду (Йәшая 65:20—24; Зәб. 145:16).

13. Йәшая 65:25-айәттики сөзләр инсанлар Йәһва Худаға хизмәт қилишни башлиғанда, һаят кәчүрүш усулини өзгәртидиғанлиғини қандақ тәсвирләп бериду?

13 Тинч-инақ вә бехәтәр һис қилиду. Худаниң муқәддәс роһиниң ярдимидә илгири вәһший һайванлардәк миҗәз-хулқи бар нурғунлиған кишиләр һаятида һәйран қаларлиқ өзгиришләрни қилип келиватиду (Йәшая 65:25ни оқуң). Улар илгирики начар миҗәз-хулуқлирини пүтүнләй ташлаш үчүн тиришиду (Рим. 12:2; Әфәс. 4:22—24). Әлвәттә биз Худаниң хизмәтчилири йәнила мукәммәл әмәс, шуңа хаталиқларни өткүзүп туримиз. Бирақ Йәһва һәрхил кишиләрни бир йәргә җәм қилип, үзүлмәс сөйгү-муһәббәт вә инақ-иттипақлиқ риштиси билән бирләштүргән (Тит. 2:11). Бу пәқәтла Һәммигә Қадир Худа қилалайдиған мөҗүзидур!

14. Йәшая 65:25-айәттики вәдә бир бурадәрниң турмушида қандақ әмәлгә ашти?

14 Адәмләр миҗәз-хулуқни һәқиқәтән өзгәртәләмду? Төвәндики мисални көрүп бақайли. Техи 20 яшқа толмиған бир яш әхлақсизлиқ вә зораванлиқ қилиш, машина оғрилаш, өйләргә оғрилиққа чүшүш вә башқа еғир җинайәтләрни өткүзүш билән әйиплинип, нурғун қетим түрмидә ятқан. У һәрдайим башқилар билән уруш җедәл қилишқа тәйяр турған. Амма у Муқәддәс китаптин тунҗа қетим һәқиқәтни аңлап, Йәһва гувачилириниң җамаәт учришишлириға қатнишишқа башлиғанда, өзиниң һаятиниң һәқиқий мәнасини тапқанлиғиға, йәни роһий җәннәтни тапқанлиғиға ишәнгән. У суға чөмдүрүлгәндин кейин Йәшая 65:25-айәтниң өз һаятида қандақ әмәлгә ашқанлиғи һәққидә дайим ойланған. У әслидә худди ширға охшаш вәһший, рәһимсиз адәм еди, кейин у қозиға охшаш жугач, тинч-инақ яшайдиған адәмгә өзгәргән.

15. Немә үчүн биз башқиларни роһий җәннәткә җәлип қилимиз вә буни қандақ қилалаймиз?

15 Йәшая 65:13-айәт мундақ сөзләр билән башлиниду: «Пәрвәрдигар Йәһва монуни җакалайду». 25-айәт мундақ сөзләр билән ахирлишиду: «Дәйду Йәһва». Униң сөзи һәрдайим әмәлгә ашиду (Йәшая 55:10, 11). Роһий җәннәт аллиқачан бүгүнки күндә реаллиққа айланған. Йәһва Өз хизмәтчилирини өзгичә бир қериндашлиқ риштиси билән бағлап, чоң аилини яратқан. Гәрчә бу зораванлиққа толған дунияда яшаватқан болсиму, биз бу аилидә мәлум дәриҗидә тинч-инақлиқ вә бехәтәрликтин бәһримән болалаймиз (Зәб. 72:7). Шуниң үчүн биз күчимизниң йетишичә кишиләрниң Мәсиһниң шагирти болушиға ярдәм беришни халаймиз. Шундақ қилғинимизда, мүмкинқәдәр көпирәк кишиләр чоң аилимизгә қошулуп, биз билән роһий җәннәттә болиду (Мәт. 28:19, 20).

БАШҚИЛАРНИ РОҺИЙ ҖӘННӘТКӘ ҚАНДАҚ ҖӘЛИП ҚИЛАЛАЙМИЗ

16. Инсанларниң роһий җәннәттә болушиға немә ярдәм берәләйду?

16 Һәрбиримизниң башқиларни роһий җәннәткә җәлип қилишта муһим роли бар. Шу ролимизни яхши орунлаш үчүн чоқум Йәһвани үлгә қилишимиз лазим. У әзәлдин һечкимни Өз тәшкилатиға мәҗбурий сөрәп кирмәйду. Әксичә У һәрдайим мулайимлиқ билән кишиләрни Өзигә җәлип қилиду (Йоһ. 6:44; Йәр. 31:3). Йәһваниң сөйгү-муһәббити вә башқа есил пәзиләтлирини үгәнгән кишиләр тәбиийла Униңға йеқинлишиду. Ундақта қандақ қилип яхши пәзиләтлиримиз вә иш-һәрикитимиз арқилиқ башқиларни роһий җәннәткә җәлип қилалаймиз?

17. Биз башқиларни роһий җәннәткә қандақ җәлип қилалаймиз?

17 Башқиларни роһий җәннәткә җәлип қилишниң бир усули — етиқатчи қериндашлиримизға сөйгү-муһәббәт көрситиш вә уларға көйүмчанлиқ билән муамилә қилиш. Қедимий Коринт шәһиридә һәқ Худаға ибадәт қилмиған кишиләр Мәсиһ әгәшкүчилирини жиғилишлириға кәлгәндә, улар: «Һәқиқәтән Худа силәрниң араңлардикән!»— дейишкән еди. Бүгүнки күндә бизму учришишлиримизға келишкә башлиғанларниң шундақ хуласигә келишини халаймиз (Кор. 1-х. 14:24, 25; Зәк. 8:23). Шуңлашқа биз Муқәддәс китапниң «бир-бириңлар билән инақлиқта болуңлар» дегән нәсиһитигә чоқум давамлиқ қулақ селишимиз керәк (Сал. 1-х. 5:13).

18. Инсанларни тәшкилатимизға немә җәлип қилиши мүмкин?

18 Биз дайим пүтүн күчимиз билән етиқатчи қериндашлиримизни Йәһваниң көзқариши билән көрүшкә тиришишимиз лазим. Биз уларниң камчилиқлириға әмәс, артуқчилиқлириға диққәт қилишимиз керәк. Есиңиздә болсунки, әң ахирида уларниң намукәммәллиги пүтүнләй йоқ болиду. Униңдин башқа, биз һәрдайим «бир-бириңларға меһриван, чоңқур һәмдәртмән болуңлар. . . бир-бириңларни шундақ һиммәтлик кәчүрүңлар» дегән нәсиһәткә қулақ селип, қериндашлиримиз билән аримизда пәйда болған келишмәсликни сөйгү-муһәббәт йоли билән һәл қилалаймиз (Әфәс. 4:32). Бу кишиләрни роһий җәннәткә техиму җәлип қилиду. Чүнки нурғунлиған кишиләр башқиларниң өзлиригә шундақ яхши муамилә қилишини халайду b.

РОҺИЙ ҖӘННӘТТИН АЙРИЛМАҢ

19. а)  «Улар кәткән еди, қайтип кәлди» намлиқ рамкида көрситилгәндәк, бәзиләр өзлириниң роһий җәннәткә қайтип кәлгәнлиги тоғрисида немиләрни дегән? ә) Биз немә қилишқа бәл бағлишимиз керәк? (Рәсимгиму қараң.)

19 Роһий җәннәт үчүн һәқиқәтән миннәтдармиз. У илгирики һәрқандақ вақитқа қариғанда техиму гөзәл, униңда Йәһвани мәдһийиләйдиғанлар техиму көпийиду. Йәһва бәрпа қилған бу роһий җәннәттин мәңгү миннәтдар болайли. Кимки көңүл арамлиғи, қанаәт, тинч-аманлиқ вә бехәтәрликкә еришишни халиса, чоқум роһий җәннәткә кириши вә униңдин қәтъий айрилмаслиғи керәк! Чоқум еһтият қилиң, чүнки бизни бу роһий җәннәттин жирақлаштуруш үчүн Шәйтан пүтүн күчи билән тиришиватиду (Пет. 1-х. 5:8; Вәһ. 12:9). Биз һәргизму униң ғәлибә қазинишиға йол қоймаслиғимиз керәк. Келиң, бу гөзәл, пак вә тинч-аман роһий җәннәтни қоғдаш үчүн тиришайли.

Роһий җәннәттә болғанлар кәлгүсидә һәқиқий җәннәттә бәрикәтләрдин бәһримән болиду (19-абзацқа қараң)


ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?

  • Роһий җәннәт дегән немә?

  • Роһий җәннәттә болуп, қандақ бәрикәтләрдин бәһримән болумиз?

  • Башқилар бу роһий җәннәттин бәһримән болуши үчүн биз немиләрни қилсақ болиду?

24-НАХША Көзүң болсун мукапатта

a СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: «Роһий җәннәт» дегән сөз-ибарә биз Йәһва Худаға ибадәт қилидиған бехәтәр муһит яки шараитни тәсвирләйду. Бу роһий җәннәттә биз Яратқучи Йәһва вә башқилар билән болған тинч-инақ мунасивәттин бәһримән болумиз.

b «Улар һазир қәйәрдә? Алёна Житникова. Арзу-арминим әмәлгә ашти» (рус) намлиқ видеони көрүп, бир қериндаш роһий җәннәттә қандақ бәрикәтләргә еришкәнлигигә диққәт қилиң.

c СҮРӘТТӘ: Жиғилишта қериндашлар өз ара хошал-хорам параңлишиватқанда, бир бурадәр ялғуз олтирип, өзини башқилардин жирақ тутиватиду.