ТӘТҚИҚ ҚИЛИП ОҚУШ ПЛАНИ
Худани хурсән қилишни халайдиған кишиләр дана қарарларни чиқириду
Яритилиш 25:29—34ни оқуп, кимниң дана қарар чиқарғанлиғини биливелиң, Әсавму яки Яқупму?
Алди-кәйнидики айәтләрни тәтқиқ қилип көрүң. Бу вақиәниң алдида немә иш йүз бәргән? (Ярит. 25:20—28) Кейин немә иш болған? (Ярит. 27:1—46)
Тәпсилатларни тәтқиқ қилип көрүң. Шу заманда тунҗа оғулниң қандақ һоқуқлири вә вәзипилири болған? (Ярит. 18:18, 19; w10-U 5/1 13-б.)
-
Мәсиһниң ата-бовиси болуш үчүн тунҗа оғул болуш зөрүрму? (w17.12-U 14, 15-б.)
Үгәнгәнлириңиз һәққидә ойлинип, шуларни һаятиңизда әмәлий қоллиниң. Немишкә Яқуп Әсавқа қариғанда, тунҗа оғул болуш шан-шәрипини қәдирлигән? (Ибр. 12:16, 17; w03-U 10/15 28, 29-б.) Йәһва уларға қандақ қариған вә немә үчүн шундақ? (Мал. 1:2, 3) Әсав яхширақ қарар чиқириш үчүн немә қилса болатти?
-
Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Һәр һәптә қилидиған ишлиримни планлиғанда, өзүмниң роһий иш-паалийәтләрни биринчи орунға қойидиғанлиғимни қандақ көрситәләймән? Һәр һәптә аиләвий ибадәт өткүзимәнму?»