Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Есиңиздә барму?

Есиңиздә барму?

Сиз мошу жилдики «Күзитиш мунари» журналлирини көңүл қоюп оқудиңизму? Төвәндики соалларға җавап берәләмсиз?

Яратқучи Йәһва билән сөзлишип, Уни тиңшап вә У тоғрилиқ чоңқур ойлинишқа вақит чиқарсақ, қандақ бәрикәтләргә еришимиз?

Биз тоғра қарарларни чиқиримиз, яхши тәлим бәргүчи болумиз вә етиқадимиз күчийип, Йәһваға болған меһир-муһәббитимиз чоңқурлишиду (w22.01, 30, 31-б.).

Йәһваға вә У ишинип мәсъулийәтни тапшурған қериндашларға ишинишни үгәнсәк, буниң биз үчүн қандақ пайдиси бар?

Һазир ақсақалларниң көрсәтмилири вә қарарлиридин гуманланмай, Йәһваниң иш қилиш усулиниң тоғрилиғиға ишинишни үгинидиған вақит. Шундақ болғанда, чоң балаю-апәт кәлгәндә бизгә берилидиған йол-йоруқлар һеч әқилгә мувапиқ әмәстәк көрүнсиму, уларға бойсунуш қийин болмайду (w22.02, 4—6 б.).

Пәриштиниң һаким Зәрубабилниң қолидики тик өлчәм теши тоғрилиқ ейтқан сөзлири немини билдүриду? (Зәк. 4:8—10)

Бу вәһий гәрчә ибадәтхана аддийдәк көрүнсиму, ахириғичә селинидиғанлиғини вә Йәһваниң һәққаний өлчәмлиригә мас келидиғанлиғини көрсәткән (w22.03, 16, 17-б.).

Биз сөзлиримиздә башқиларға қандақ үлгә болалаймиз? (Тим. 1-х. 4:12)

Биз вәз хизмитидә меһрибанлиқ вә иззәт-һөрмәт билән сөзләймиз, җамаәт жиғилишлирида чин жүрәктин мәдһийә нахшилирини ейтимиз, дайим җавапларни берип туримиз вә һәрқачан раст сөзләп, башқиларни һақарәтләйдиған әмәс, бәлки илһам-мәдәт беридиған сөзләрни қилимиз (w22.04, 6—9 б.).

Даниял 7-баптики төрт вәһший һайван яки падишалиқниң алаһидиликлири немә үчүн Вәһий 13:1, 2-айәтләрдә бир һайванда ипадиләнгән?

Вәһий 13-баптики һайван Римға охшаш бирла падишалиқни билдүрмәйду. Әксичә, инсанийәткә һөкүмранлиқ қилип келиватқан һәммә сәясий күчләргә символлуқ қилиду (w22.05, 9-б.).

Худаниң адиллиғиға ишинидиғанлиғимизни көрситишниң әң асасий йоли қандақ?

Бирси бизни һақарәтлисә, хапа қилса яки бизгә қарши гуна қилса, һәммини Йәһва Худаниң қолиға тапшуруп, аччиқланмаймиз вә өч-адавәт сақлимаймиз. Йәһва гуна сәвәплик пәйда болған барлиқ яманлиқни йоқ қилиду (w22.06, 10, 11-б.).

Җамаәтниң намидин дуа қилған бурадәр немини әстә сақлиши керәк?

Дуа җамаәттикиләргә нәсиһәт бериш яки уқтурушларни қилиш үчүн ейтилмайду. Дуа қилидиған бурадәр болупму жиғилишниң бешида көп сөзләп кетиштин пәхәс болуши лазим (Мәт. 6:7) (w22.07, 24, 25-б.).

Қайси мәнада яманлиқ қилғанлар һөкүм үчүн тирилдүрүлиду? (Йоһ. 5:29)

Улар өлүштин бурун қилған иш-һәрикәтлиригә асасән сотланмайду. Улар кәлгүсидә тирилгәндин кейин қилған ишлири вә көзқариши асасән һөкүм қилиниду (w22.09, 18-б.).

Дж. Ф. Рутерфорд 1922-жил, сентябрь ейида өткүзүлгән конгресста қатнашқучиларни қандақ муһим ишни қилишқа үндигән?

Сидар-Пойнтта (Огайо штати, АҚШ) өткүзүлгән конгресста у: «Мана, Падиша һөкүмранлиқ қилмақта. Биз униң вәкиллири. Шуңа Падишани вә униң Падишалиғини җакалаңлар, җакалаңлар, җакалаңлар!»— дегән еди (w22.10, 3—5 б.).

Йәшая 30-бапта йезилғандәк, Йәһва Худа қийинчилиқларға қарши турушимизға қандақ үч усулда ярдәм бериду?

Бу бапта Йәһва 1) дуалиримизни тиңшап, җавап беридиғанлиғи, 2) бизни йетәкләйдиғанлиғи, 3) һазир вә келәчәктә бизни бәрикәтләйдиғанлиғи һәққидә ейтилған (w22.11, 9-б.).

Немә үчүн Зәбур 37:10, 11-айәтләрдики пәйғәмбәрлик сөзләр қедимда әмәлгә ашурулди вә келәчәктиму әмәлгә ашиду дейәләймиз?

Давутниң бу сөзлири Исраил хәлқи бәрикәткә еришкән Сулайман падиша заманидики тинчлиқ-хатирҗәмликни көрситиду. Әйса Мәсиһ болса, 11-айәтни кәлтүрүп, кәлгүси җәннәт тоғрилиқ ейтқан (Мәт. 5:5; Луқа 23:43) (w22.12, 8—10, 14-б.).