51-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Еғир күнләрдә теч-аманлиққа еришиң
«Көңлүңлар беарам болмисун вә жүрәклириңлар моҗулмисун» (ЙОҺ. 14:27).
39-НАХША Теч-аманлиқтин бәһримән бол
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Худаниң течлиғи дегән немә? Буниң биз үчүн қандақ пайдиси бар? (Филипиликләргә 4:6, 7)
БУ ДУНИЯДИКИ кишиләр билмәйдиған бир хил течлиқ бар. У Худаниң течлиғи болуп, асмандики Атимиз билән йеқин мунасивәт орнитиштин келидиған теч-хатирҗәмликтур. Худаниң течлиғи болғанда, өзүмизни бехәтәр һис қилимиз (Филипиликләргә 4:6, 7ни оқуң). Биз Уни сөйидиған башқа кишиләр билән йеқин достлуқ орнитип, хошаллиқ тапалаймиз. Һәмдә теч-аманлиқниң Худаси билән йеқин достлуқ мунасивәттә болуп, хошаллиққа еришәләймиз (Сал. 1-х. 5:23). Яратқучимизни тонуған, Униңға ишәнгән вә бойсунған вақтимизда аварчилиқларға дуч кәлсәк, Худаниң течлиғи ғәм-әндишигә толған қәлбимизни теч-хатирҗәмликкә ериштүрәләйду.
2. Немә үчүн Худаниң течлиғиға еришәләйдиғанлиғимизға ишинәләймиз?
2 Жуқумлуқ кесәллик, тәбиий апәт, сәясий малиманчилиқ яки зиянкәшликкә охшаш қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Худаниң течлиғиға еришиш һәқиқәтән мүмкинму? Бундақ еғир қийинчилиқларниң һәрбири бизни вәһимигә салалайду. Лекин Әйса өз әгәшкүчилиригә нәсиһәт берип мундақ дегән: «Көңлүңлар беарам болмисун вә жүрәклириңлар моҗулмисун» (Йоһ. 14:27). Хошаллинарлиқ йери шуки, қериндашлар һәзрити Әйсаниң нәсиһитигә әмәл қилип келиватиду. Йәһваниң ярдими билән улар еғир синақларға тәқабил турғинида, көңли теч-хатирҗәмлик тепиватиду.
ЖУҚУМЛУҚ КЕСӘЛЛИКЛӘР МӘЗГИЛИДӘ ТЕЧ-ХАТИРҖӘМЛИК ТЕПИШ
3. Қандақ қилип жуқумлуқ кесәл яки ваба теч-хатирҗәмлигимизни бузиду?
3 Жуқумлуқ кесәллик яки ваба турмушниң һәммила саһасида кишиләрниң һаятини зор дәриҗидә өзгәртәләйду. Таҗсиман вирусиниң нурғун кишиләргә көрсәткән тәсирини ойлап бақайли. Бир тәкшүрүш докладида зиярәтни қобул қилғанларниң йеримдин көпирәк адәмниң бу жуқумлуқ кесәл мәзгилидә уйқусизлиқ түпәйли көңүл арам тапмиғанлиғи ейтилған. Бу кесәллик ғәм-әндишиләрни ашуруп, чүшкүнлүк, һарақ ичиш, зәһәр чекиш, аилә зораванлиғи вә өзини өлтүрүшниң көпийишигә йол ачқан. Сиз туруватқан җайда кесәллик тарқалса, ғәм-әндишиңизни тизгинләп, Худаниң течлиғидин бәһримән болуш үчүн немә қилалайсиз?
4. Немә үчүн Әйсаниң ахирқи заман тоғрисидики бәшарәтлирини билиш бизгә течлиқ бериду?
4 Әйса ахирқи заманниң күнлиридә «бир җайдин кейин йәнә бир җайда» вабалар яки жуқумлуқ кесәлликләрниң кәң тарқитидиғанлиғини алдин ейтқан (Луқа 21:11). Буни билиш бизгә қандақ течлиқ бериду? Биз тарқилишчан кесәллик пәйда болғанда һәйран қалмидуқ. Әйса ейтқан ишларниң йүз бериватқанлиғини көрүп йетиватимиз. Шуңа, Әйса Мәсиһниң ахир заманда яшаватқанларға бәргән «булардин қорқуп кәтмәңлар» дегән нәсиһәт сөзлиригә қулақ селишқа асасимиз бар (Мәт. 24:6).
5. а) Жуқумлуқ кесәлликкә дуч кәлгәндә, Филипиликләргә 4:8, 9-айәтләр бизни немә қилишни қарар қилишимизға ярдәм бериду? ә) Муқәддәс китапниң авазлиқ оқулушини аңлаш сизгә қандақ ярдәм берәләйду?
5 Жуқумлуқ кесәллик асанла ғәм-әндишә, һәтта вәһимә пәйда қилиду. Дейзи исимлиқ бир қериндаш шундақ вәзийәткә чүшүп қалған b. Униң тағиси, нәврә акиси вә дохтури COVID-19 вируси билән өлүп кәткәндин кейин, у өзиниңму таҗсиман вирус билән жуқумлунуп, яшанған анисини жуқумландуруп қоюштин әнсиригән. Бу тарқилишчан вирус сәвәплик йәнә өз хизмитидин айрилип қелиштин қорққан. Шуңа, у йемәк-ичмәк сетивелиш вә өй иҗарисини төләш тоғрилиқ көп ойланған. Бу ғәм-әндишиләр түпәйли кечилири ухлалмиған. Амма Дейзи қайта теч-хатирҗәмликкә еришкән. Қандақ қилип? У өзиниң теч-хатирҗәмлигини сақлап, иҗабий ой-пикирдә болуш үчүн бу тоғрилиқ Йәһваға ениқ дуа қилған (Филипиликләргә 4:8, 9ни оқуң). У Муқәддәс китапниң авазлиқ оқушлуғини аңлаш арқилиқ Йәһваниң өзигә қилған сөзлирини тиңшиған. У мундақ дәйду: «Язмиларни оқуғанларниң теч-хатирҗәм авазлири ғәм-әндишилиримни пәсләйтип, маңа Йәһваниң рәһим-шәпқитини әсләтти» (Зәб. 94:19).
6. Шәхсий тәтқиқ вә җамаәт жиғилишлири сизгә қандақ ярдәм бериду?
6 Шәк-шүбһисизки, жуқумлуқ кесәлликниң тарқилиши күндилик турмуш адитиңизни бәзи җәһәтләрдин қалаймиқанлаштуриветиду, амма буниң шәхсий тәтқиқ үгинишиңиз яки ибадәт жиғилишлириға қатнишишиңизға дәхил қилишиға йол қоймаң. Нәшир материаллиримиз вә видеоларда турмуштики һәқиқий кәчүрмишләр тәсвирләнгән, шулар сизниңкигә охшайдиған қийинчилиқларға қаримай, етиқатта садиқ қалған қериндашларниң мисалини әскәртиду (Пет. 1-х. 5:9). Жиғилишлар Муқәддәс китаптики илһам-мәдәт беридиған ишлар һәққидә ойлинишиңизға ярдәм бериду. Жиғилишлар йәнә сизгә башқиларни илһамландуруш үчүн пурсәт яритип бериду (Рим. 1:11, 12). Йәһваниң Өз хизмәтчилиригә кесәл болғанда, вәһимигә чүшкәндә яки ялғузлуқ һис қилғанда, қандақ ярдәм бәргәнлиги һәққидә ойлиниш, Униң бизгиму ярдәм беридиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтиду.
7. Әлчи Йоһандин немиләрни үгинәләйсиз?
7 Қериндашлириңиз билән алақә қилиң. Жуқумлуқ кесәллик мәзгилидә бәлким сиз қериндашлириңиз билән көрүшүшни халисиңизму, бирақ мәлум арилиқни сақлаш тәләп қилиниши мүмкин. Шундақ пәйттә сиз өзүңизни әлчи Йоһанға охшаш һис қилишиңиз мүмкин. У дости Гай билән үзму үз көрүшмәкчи болған (Йоһ. 3-х. 13, 14). Шундақтиму, Йоһан бир мәзгил Гайни көрәлмәйдиғанлиғини тонуп йәткән. Йоһан өзиниң қолидин келишичә қилған еди, йәни у Гайға бир парчә хәт язған. Дайим қериндашлириңизни йоқлаш мүмкин болмиса, әшу қериндашлириңизға телефон, камералиқ телефон қилиш яки учур әвәтиш арқилиқ улар билән алақилишип туруң. Етиқатчи қериндашлириңиз билән алақә қилип турғиниңизда, өзүңизни бехәтәр вә теч-аман һис қилисиз. Әгәр ғәм-әндишилириңиз күчлүк болса, ақсақаллар билән алақә қилишиң. Уларниң меһрибанлиқ билән бәргән илһам-мәдәтлирини қобул қилиң (Йәшая 32:1, 2).
БАЛАЮ-АПӘТКӘ УЧРИҒАНДА ТЕЧ-ХАТИРҖӘМЛИК ТЕПИШ
8. Балаю-апәт қандақ қилип теч-аманлиғиңизни бузуши мүмкин?
8 Әгәр сиз кәлкүн, йәр-тәврәш, от апитини баштин өткүзгән болсиңиз, бәлким узун вақит өтүп кәткәндин кейинму, йәнила ғәм-әндишә қилишиңиз мүмкин. Әгәр йеқин кишиңиз яки мал-мүлкиңиздин айрилип қалған болсиңиз, азап-оқубәт чекип үмүтсизлинишиңиз яки аччиқлинишиңиз мүмкин. Бу һәргизму маддий нәрсиләрни сөйидиғанлиғиңизни яки иман-етиқадиңизниң аҗизлиғини билдүрмәйду. Сиз қийин синақларни баштин кәчүргәндә, бәзиләр бәлким сизни шундақ сәлбий инкас қайтуриду дәп қарайду (Аюп 1:11). Бирақ шундақ қийин вәзийәтләргә қаримай, сиз йәнила теч-аманлиққа еришәләйсиз. Қандақ?
9. Әйса бизни балаю-апәткә қандақ тәйярлиған?
9 Әйсаниң бәшарәтлик сөзлирини есиңиздин чиқармаң. Бу дуниядики бәзи кишиләр өзлирини балаю-апәткә учримайду дәп ойлайду. Бирақ биз бүгүнки күндә шундақ балаю-апәтләрниң барғансири көпийидиғанлиғини билимиз вә уларниң бәзилири бизгә тәсир қилиши мүмкин. Әйса өз әгәшкүчилиригә ахир келиштин бурун йәр йүзидә шиддәтлик «йәр тәврәшләр» вә башқа балаю-апәтләрниң болидиғанлиғини ейтқан (Луқа 21:11). У йәнә җинайәт, зораванлиқ, террорлуқ һуҗумлириға охшаш иш-вақиәләр арқилиқ көрүнүватқан қанунсизлиқниң көпийидиғанлиғи һәққидиму бәшарәт бәргән (Мәт. 24:12). Әйса һәргизму бу балаю-апәтләрниң пәқәтла Йәһва ташлавәткән кишиләрниң бешиға келидиғанлиғини ейтмиған. Әмәлийәттә, Йәһваниң нурғун садиқ хизмәтчилири балаю-апәткә дуч келиватиду (Йәшая 57:1; Кор. 2-х. 11:25). Йәһва бизни мөҗүзилик йоллар билән барлиқ балаю-апәтләрдин қоғдимаслиғи мүмкин, амма У биз муһтаҗ болидиған течлиқни вә хатирҗәмликни бериду.
10. Һазирниң өзидә балаю-апәтләргә тәйярлиқ қилиш немә үчүн Йәһваға болған ишәнчимизни көрситиду? (Пәнд-нәсиһәтләр 22:3)
10 Әгәр биз җиддий вәзийәтләргә алдин ала яхши тәйярлиқ қилип қойсақ, балаю-апәт йүз бәргәндә течлиқни сақлаш биз үчүн асанирақ болиду. Амма алдин тәйярлиқ қилип қоюш бизниң Йәһваға болған иман-етиқадимизниң аҗизлиғини билдүрәмду? Әлвәттә, яқ! Әмәлийәттә биз балаю-апәтләргә алдин-ала тәйярлиқ қилип қойсақ, Йәһваниң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишинидиғанлиғимизни көрситимиз. Буни қандақ қилалаймиз? Худаниң Сөзи бизни йүз бериши еһтималлиғи болған балаю-апәткә алдин тәйярлиқ қилишқа дәвәт қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 22:3ни оқуң). Худа тәшкилати арқилиқ берилгән һәммә көрсәтмиләр, җамаәт жиғилишлири, бәзи еланлар бизни алдин-ала җиддий вәзийәткә тәйярлиқ қилишқа үндәйду c. Биз Йәһваға ишинимизму? Әгәр шундақ болса, биз һазирниң өзидә мошу нәсиһәтләргә қулақ селип, балаю-апәт йүз бериштин авал тәйярлиқ көримиз.
11. Маргаретниң мисалидин немини үгинәләйсиз?
11 Маргарет исимлиқ бир қериндаш баштин кәчүргән вақиәни көрүп бақайли. У яшайдиған җайға йеқин орманға от кәткәндә, һөкүмәт кишиләрниң өйлиридин айрилиш буйруғини чүшәргән. Һәммила киши җан сақлаш үчүн у йәрдин айрилғачқа, йолларда қатнаш тосулуп қалған. Шу чағда һавани қара ис-түтәк қаплиғачқа, Маргарет машинисиға солинип қалған. Бирақ у алдин тәйярлиқ қилғачқа, хәтәрдин қутулуп қалған. У сумкисиға һәрдайим бир хәритини селивалған. Шуңа, у шу йәрдин чиқип кетидиған йолини тапалиған. У һәтта җиддий әһвалда йолдин адишип қалмаслиқ үчүн илгири шу йолда меңип, мәшиқ қиливалған еди. Маргарет яхши тәйярлиқ қилғанлиқтин өз һаятини қутқузуп қалған.
12. Немә үчүн бехәтәрлик көрсәтмилиригә бойсунушимиз керәк?
12 Һөкүмәт бизни қоғдаш вә нормал тәртипни әслигә кәлтүрүш үчүн бәзи чәкләш буйруғини чүшүрүп, бизниң шу буйруққа бойсунуп, бәзи көрсәтмиләр бойичә иш қилишқа чақириши мүмкин. Бәзиләр бундақ қилишни халимай, вақитни қәстән арқиға сүриду. Чүнки уларниң мал-мүлкини ташлап кетишигә көзи қиймайду. Бирақ биз, Мәсиһ әгәшкүчилири, бундақ вәзийәткә қандақ инкас қайтурушимиз керәк? Муқәддәс китап бизгә мундақ дәйду: «Һакимдаримиз үчүн һәртүрлүк инсаний һоқуқдарлиққа: жуқури мәртивилик падиша болсун, у тәрипидин әвәтилип, яманлиқ қилғучиларни җазалайдиған һәм яхшилиқ қилғанларни махтайдиған һакимлар болсун, уларға бойсунуңлар» (Пет. 1-х. 2:13, 14). Худаниң тәшкилатиму бизниң бехәтәрлигимизни қоғдаш үчүн, бәзи көрсәтмиләрни бериду. Җиддий вәзийәттә биз билән алақә қилалиши үчүн дайим биздин алақә қилиш номерлиримизни уларға беришни әскәртип туриду. Сиз шундақ қилдиңизму? Биз қечип баридиған җай, апәт ярдимигә еришиш яки башқиларға ярдәм бериш һәққидә бәзи көрсәтмиләргә егә болимиз. Әгәр көрсәтмиләргә қулақ салмисақ, өзүмизниң вә ақсақалларниң һаятини хәтәргә дучар қилишимиз мүмкин. Шуни унтумаңки, бу садақәтмән кишиләр, һаятимизниң бехәтәрлиги үчүн ғәм қилиду (Ибр. 13:17). Маргарет шундақ дәйду: «Мән шуниңға қәтъий ишинимәнки, ақсақаллар вә Худа тәшкилатиниң көрсәтмилиригә қулақ салғиним үчүн һаятим аман қалди».
13. Жутлирини ташлап кәткән Мәсиһ әгәшкүчилириниң хошаллиқ вә теч-хатирҗәмлик тепишиға немә ярдәм бериду?
13 Нурғунлиған қериндашлар балаю-апәт, уруш яки ички сәясий қалаймиқанчилиқ сәвәптин өй маканлирини ташлап кетишкә мәҗбур болғанда, дәрһал адәттикидәк роһий ишлар билән мәшғул болушқа һәрикәт қилиду. Йәни, худди биринчи әсирдә зиянкәшликкә учрап, җай-җайларға тарқилип кәткән Мәсиһ әгәшкүчилиридәк улар давамлиқ хуш хәвәрни җакалайду (Әлч. 8:4). Вәз хизмити уларниң диққитини өзиниң қийинчилиқлириға әмәс, бәлки Худа Падишалиғиға қаритишиға ярдәм бериватиду. Нәтиҗидә, улар хошаллиғини вә теч-хатирҗәмлигини сақлап келиватиду.
ЗИЯНКӘШЛИККӘ УЧРИҒАНДА ТЕЧ-ХАТИРҖӘМЛИК ТЕПИШ
14. Зиянкәшлик қандақ қилип теч-аманлиғимизни бузалайду?
14 Зиянкәшликкә дуч кәлгинимиздә биз теч-хатирҗәмлик тепишимизға ярдәм беридиған нурғун нәрсиләрдин айрилип қалимиз. Мәсилән, етиқатчи қериндашлиримиз билән әркин-азадә җәм болғанда, очуқ-ашкарә вәз қилғанда вә қолға елиништин қорқмай, нормал һаят кәчүргинимиздә, хошал-хорам яшап, көңлүмиз қанаәт тапиду. Әгәр зиянкәшликкә дуч келип, әшу ишларни әркин-азадә қилалмисақ, нәтиҗидә ғәм-әндишигә петип қелип, ахирида йәнә немә иш болушидин әнсирәп, қорқуп жүримиз. Бундақ һис-туйғуда болуш нормал әһвал, бирақ биз диққәт қилишимиз керәк. Һәзрити Әйса зиянкәшликниң өз әгәшкүчилири үчүн путликашаң болалайдиғанлиғини тәкитлигән (Йоһ. 16:1, 2). Ундақта, зиянкәшликкә учриғанда, теч-хатирҗәмликни қандақ сақлалаймиз?
15. Немә үчүн зиянкәшликтин қорқмаслиғимиз керәк? (Йоһан 15:20; 16:33)
15 Муқәддәс китап бизгә шундақ дәйду: «Худаға Мәсиһ Әйсада вападарлиқ көрситип яшиғанларниң барлиғи тәқипкә [зиянкәшликкә, ЙД] учрайду» (Тим. 2-х. 3:12). Андрей исимлиқ бир бурадәр өзи яшаватқан дөләттә вәз қилиш хизмити мәнъий қилинғанда, Йәһваниң һәрбир хизмәтчиси зиянкәшликкә учрайдиғанлиғиға ишиниш униң үчүн қийин болған. У көңлидә «бу йәрдә шунчә көп Йәһва гувачилири бар, һөкүмәт қандақму һәммимизни тутуп кетәләйду» дәп ойлиғачқа, көңли теч-хатирҗәмлик тапалмай, һәрдайим ғәм-әндишә қилип жүргән. Башқа қериндашлар болса, бу ишни Йәһваниң қолиға тапшуруп, өзлириниң қолиға елиниши һәққидә ғәм қилмиған. Қериндашлар өзлириниңму қолға елиниши мүмкинлигини етирап қилған болсиму, амма улар Андрейға охшаш артуқ ғәм-әндишә қилмиған. Шуниң билән Андрей өз көзқаришини өзгәртип, әшу қериндашларға охшаш, чин қәлбидин Йәһваға ишәнгән. Узун өтмәй у өзини теч-хатирҗәм һис қилған. У һазир қийинчилиқларға қаримай, хошаллиқ тепип яшайду. Бизму шундақ вәзийәткә дуч келишимиз мүмкин. Әйса зиянкәшликкә учрайдиғанлиғимизни ейтқанда, у йәнә бизниң садақәтмәнлигимизни сақлалайдиғанлиғимизниму ейтқан (Йоһан 15:20; 16:33ни оқуң).
16. Зиянкәшликкә учриғанда, қандақ көрсәтмигә бойсунушимиз керәк?
16 Бизниң иш-паалийәтлиримиз мәнъий қилинғанда яки нурғун тәрәпләрдин чәкләнгәндә, биз йәрлик Бәйтәл яки ақсақаллардин бәзи көрсәтмиләрни тапшуруп алимиз. Әшу көрсәтмиләр бизни қоғдаш, роһий озуқлуқларға давамлиқ еришишимизгә капаләтлик қилиш вә имканқәдәр давамлиқ вәз ейтишимизға ярдәм беришни мәхсәт қилиду. Һәтта әшу берилгән көрсәтмини толуқ чүшинип йетәлмигән болсиңизму, униңға бойсунуш үчүн қолуңиздин келишичә тиришиң (Яқуп 3:17). Йәнә қериндашлиримиз яки җамаитимизниң иш-паалийәтлири һәққидә билишкә һәққи йоқ кишиләргә һечқандақ учурни ашкарилимаң (Вәз 3:7).
17. Биз биринчи әсирдики әлчиләргә охшаш, немә қилишни қарар қилдуқ?
17 Шәйтанниң Худа хәлқигә қарши җәң қилишидики бир сәвәп — улар Әйса һәққидә гувалиқ бериш хизмитини қилиду (Вәһ. 12:17). Шәйтан вә униң дуниясиниң сизни қорқутишиға йол бәрмәң. Қаршилиқларға қаримай вәз ейтиш вә тәлим бериш бизгә хошал-хорамлиқ вә теч-аманлиқ бериду. Биринчи әсирдә йәһудий диний йетәкчиләр әлчиләргә вәз қилишни тохтитишқа буйриғанда, улар кишиләргә әмәс, Худаға бойсунушни таллиған. Улар давамлиқ вәз қилған вә буниңдин хошаллиқ тапқан (Әлч. 5:27—29, 41, 42). Әлвәттә, бизниң иш-паалийәтлиримиз чәкләнгәндә, вәз хизмитидә чоқум еһтиятчан болушимиз керәк (Мәт. 10:16). Амма қолумиздин келишичә тиришчанлиқ көрсәтсәк, Йәһваниң көңлини хошал қилиш вә һаятни қутқузидиған хәвәрни йәткүзүштин келидиған теч-хатирҗәмликкә еришимиз.
ХУДАНИҢ ТЕЧЛИҒИ СИЗ БИЛӘН БОЛИДУ
18. Ким бизгә һәқиқий течлиқни берәләйду?
18 Әң қийин вәзийәтләрдиму бизниң теч-хатирҗәмликкә еришәләйдиғанлиғимизға ишиниң. Шундақ вәзийәтләрдә шуни әстин чиқармаслиғимиз керәкки, биз Худаниң течлиғиға муһтаҗ. Бу течлиқни пәқәт Йәһва бизгә берәләйду. Жуқумлуқ кесәл, балаю-апәт яки зиянкәшликкә дуч кәлгәндә, Йәһва Худаға ишәнч бағлаң, Униң тәшкилатиға йеқин туруң. Диққитиңизни сизни күтүватқан әҗайип гөзәл келәчәккә ағдуруң. Шундақ қилғиниңизда, Худаниң течлиғи сиз билән болиду (Флп. 4:9). Кейинки мақалидә азап-оқубәткә дуч кәлгән қериндашларниң Худаниң течлиғиға еришишигә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғимиз һәққидә үгинимиз.
23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз
a Йәһва Худа Уни сөйидиған кишиләргә теч-аманлиқ беридиғанлиғини вәдә қилған. Худа беридиған течлиқ дегән немә вә униңға қандақ еришәләймиз? Жуқумлуқ кесәлликләр, балаю-апәтләр яки зиянкәшликләргә дуч кәлгәндә, Худаниң течлиғи бизгә қандақ ярдәм берәләйду? Бу мақалә мошу соалларға җавап бериду.
b Бәзи исимлар өзгәртилгән.
c 2017-жил, «Ойғиниш!» журналиниң 5-санидики «Балаю-апәт йүз бәргәндә һаятиңизни қутқузушниң йоллири» (рус) намлиқ мақалини оқуң.