ТӘРҖИМИҺАЛ
Йәһваға хизмәт қилип хошал өткән һаятим
МӘН 1958-жили 18 яшта едим. Канадидики Бәйтәлдә хизмәт қилишқа чақирилдим. Тунҗа қилған ишим басмихана бенасини сүпүрүп тазилаш болди. Бәйтәлдә күнлирим хошал-хорам өтәтти. Узун өтмәй, мән бесилип чиққан журналларни кесидиған машинини башқурушқа тәйинләндим. Бәйтәлдә болғинимдин интайин хошал едим.
Кейинки жили Канадидики Бәйтәлдә бир елан болди. Җәнубий Африкидики Бәйтәл йеңи басма машинисини ишқа чүшүрүш үчүн пидаий ярдәмчиләргә муһтаҗ болған. Мән тизимлигигә исмимни яздуруп қойдум вә талланғанлиғимни билгәндә, бәкму һаяҗанландим. Канада Бәйтәлдин йәнә Денис Лич, Бил Маклелан вә Кен Нординларму талланған еди. Бизниң у йәрдә узун вақит туруп қалидиғанлиғимизни ейтти.
Апамға телефон қилип: «Апа, саңа ейтидиған хәвәр бар. Мән җәнубий Африкиға бармақчи»,— дедим. Апам еғир бесиқ, етиқади күчлүк вә роһий җәһәттин йетилгән аял еди. У көп сөзлимиди, бирақ униң мени қоллайдиғанлиғини биләттим. Апам яки дадам, һечбири қараримға қарши турматти. Бирақ мән жираққа кетидиған болғанчқа уларниң көңли йерим болди.
ҖӘНУБИЙ АФРИКИҒА МАҢДИМ!
Биз авал Бруклиндики Бәйтәлгә бардуқ. Шу йәрдә төртимиз үч ай басма машинисини ишлитишни үгәндуқ. Кейин жүк кемисидә җәнубий Африкиниң Кейптаун дегән шәһиригә бардуқ. Әндила 20 яшқа киргән едим. Биз кәчтә Кейптаундин поедзға олтирип, Йоханнесбургқа сәпәргә чиқтуқ. Бу сәпәр узақ болғач, биринчи қетим йерим чөллүк райондики кичик шәһәр базири Каруда тохтиған едуқ. У йәр топа-чаң вә бәк иссиқ җай еди. Биз төртимиз деризидин қарап: «Бу қандақ җайду?»— дәп һәйран қалдуқ, «Йеңи вәзипимиз қандақ боларкин?»— дәп әнсиридуқ. Бир қанчә жилдин кейин шу районға қайта бардуқ. Шу гөзәл шәһәр-базарлирини вә хәлиқлириниң тинч-хатирҗәм турмуш кәчүрүватқанлиғини көрдуқ.
Мән бирқанчә жил «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниш!» журналлирини бесиш үчүн, һәрипләрни тизип тәйярлайдиған әҗайип вә мурәккәп басма машинисини башқурушқа тәйинләндим. Җәнубий Африкидики Бәйтәлдә пәқәт шу йәрдикила әмәс, Африкиниң башқа дөләтләрдики көплигән тиллардики журналларму бесип чиқирилатти. Йеңи айланма басма машинисиниң шунчә көп ишларни әмәлгә ашурғанлиғи бизни интайин хошал қилди.
Кейинирәк мән басмихана, жүк тошуш вә тәрҗимә ишлири қатарлиқ түрлүк саһалиригә йетәкчилик қилидиған бөлүмидә ишлидим.
Мән бәк алдираш болсамму, амма һаятим қанаәтлинәрлик вә әһмийәтлик өтәтти.ТОЮМ ВӘ ЙЕҢИ ВӘЗИПӘМ
Мән 1968-жили Бәйтәлгә йеқин туридиған Лаура Боуенға өйләндим. У пионер болуп, тәрҗимә бөлүмигә хәт урушқиму ярдәм берәтти. Шу заманларда йеңидин той қилғанлар Бәйтәлдә хизмәт қилалматти. Шуңа бизни мәхсус пионер қилип тәйинлиди. Мән азирақ ғәм қилдим, сәвәви мән Бәйтәлдә он жил хизмәт қилғанда, йәйдиған тамақ, ятидиған җайдин һечбир ғемим йоқ еди. Мәхсус пионерлар үчүн берилидиған пул турмушимизға йетәмду, дәп ойлидим. Әгәр биз тәләп қилинған саат, қайта йолуқуш вә әдәбиятларни тарқатсақ, һәр айда һәрбиримизгә 35 доллар берәтти. Шу пулларни өй иҗариси, йемәк-ичмәк, қатнаш, дохтурға көрүнүш вә башқа чиқимларға йәткүзишимиз керәк еди.
Биз Һинди океан бойидики Дурбан дегән шәһәрдики кичик топқа әвәтилдуқ. У йәрдә яшайдиғанлар 1875-жиллар әтрапида шекәр ишләп чиқиридиған заводларда тохтам билән ишләшкә кәлгән һиндистанлиқларниң әвлатлири еди. Улар һазир башқа кәсипләр билән шуғуллансиму, амма «кариға» охшаш милий йемәк-ичмиги вә башқа мәдәнийәт урп-адәтлирини сақлап қалған. Улар инглиз тилида сөзлигәч, биз үчүн қолайлиқ болди.
Мәхсус пионерлар һәр ай 150 саат вәз қилатти. Шуңа Лаура иккимиз биринчи күни 6 саат хизмәт қилишни планлидуқ. Һава бәк иссиқ вә нәм еди. Қайта йолуқуш вә Муқәддәс китап үгинишимиз йоқ болғач, өйму өй 6 саат вәз қилишимиз керәк еди. Вәз хизмәтни башливәттуқ, бираз вақит вәз қилғандин кейин, саатқа қарисам пәқәт 40 минутла өтүпту. «Қандақму 150 саат вәз қилармизкин»,— дәп ойлидим.
Узун өтмәй биз өзүмизни бир тәртипкә салдуқ. Һәр күни биз сэндвичларни тәйярлап, чайданлиримизға иссиқ шорпа яки қәһвә алаттуқ. Дәм елишқа тоғра кәлгәндә, кичик фольксваген машинимизни дәрәқниң сайисиға тохтитаттуқ. Һәйран болған омақ Һинди балилар қешимизға келип бизгә қарап туратти. Бирқанчә күн дәсләпки икки-үч саатни өткүзгәндин кейин, қалған вақитниң тезла өтүп кетидиғанлиғини байқидуқ.
Шу райондики меһмандост кишиләргә Муқәддәс китап һәқиқәтлирини тонуштуруш интайин хошаллинарлиқ иш болған. Биз һиндиларниң башқиларни һөрмәтләйдиған, меһрибан вә Худадин әйминидиған кишиләр екәнлигини байқидуқ. Уларниң нурғунлири биз йәткүзгән хуш хәвәргә қулақ салди. Улар Йәһва Худа, Әйса Мәсиһ, Муқәддәс китап, келәчәктики тинч йеңи дуния вә өлгәнләр үчүн үмүт һәққидә үгинишни яхши көрди. Бир жилдин кейин, биз 20 киши билән Муқәддәс китапни үгәндуқ. Һәр күни бир аилә билән Муқәддәс китап үгинишини өткүзәттуқ. Бир вақ тамиғимиз улар билән болатти. Биз бәк хошал едуқ.
Бирақ узун өтмәй, бизгә йәнә бир вәзипә тапшурулди. Һинди океанниң гөзәл қирғақлирини бойлап, җамаәтләрни зиярәт қилиш үчүн, наһийилик назарәтчи болуп тәйинләндим. Һәр һәптә җамаәтләрни зиярәт қилип, қериндашларға илһам бәргәндә, бир аилидә меһман болаттуқ. Биз уларниң аилә әзалиридәк болуп, уларниң балилири вә өй һайванлири билән ойнаттуқ. Икки жил вақтимиз тезла өтүп кәтти. Андин туюқсиз бир күни маңа Бәйтәлдин телефон қилип, шундақ деди: «Биз силәрниң Бәйтәлгә қайтип келишиңларни халаймиз». Мән җававән: «Биз бу йәрдә һәқиқәтән хошал-хорам хизмәт қиливатимиз»,— дедим. Әлвәттә, бизни қәйәргә әвәтсә, шу йәргә беришкә тәйяр едуқ.
БӘЙТӘЛГӘ ҚАЙТТУҚ
Мени Бәйтәлдә Хизмәт бөлүмигә тәйинлиди. Бу бөлүмдә роһий җәһәттин йетилгән тәҗрибилик бурадәрләр билән ишләш имтиязиға егә болдум. Шу заманларда җамаәтләрни зиярәт қилидиған назарәтчи зияритидин кейин, әшу җамаәт тоғрилиқ Бәйтәлгә хәт әвәтәтти. Хизмәт бөлүми шу хәткә асаслинип, шу җамаәткә тәсәлли беридиған яки көрсәтмә беридиған бир хәтни әвәтәтти. Катипларниң ишлири бәк еғир еди. Улар зиярәтчи ақсақалларниң хәтлирини косо, зулу вә башқа
тиллардин инглиз тилиға тәрҗимә қилатти. Кейин Бәйтәлниң хәтлирини инглиз тилдин Африка тилларға тәрҗимә қилатти. Мән әшу җапалиқ ишләйдиған тәрҗиманларға бәк миннәтдармән. Улар мениң қара тәнлик африкилиқ қериндашлиримизниң дуч келиватқан қийинчилиқлирини чүшинишимгә ярдәм бәргән.Шу чағда җәнубий африкилиқлар ақ вә қара тәнликләрни айрип башқуридиған түзүм астида еди. Һәрбир ирқтики кишиләр өзлиригә бәлгүләнгән районда яшалатти, шуңа улар бир-бири билән арилашматти. Қара тәнлик африкилиқ қериндашлиримиз өз тиллирида сөзләтти, өз тиллирида вәз қилип, өз тилидики җамаәткә қатнишатти.
Мән пәқәт инглизчә сөзләйдиған районларда хизмәт қилғанлиқтин, қара тәнлик африканлиқларниң мәдәнийити вә урп-адәтлири тоғрилиқ көп нәрсиләрни билмәттим. Қериндашлиримизниң йәрлик урп-адәтлири вә диний етиқатлири сәвәплик қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғини билдим. Уларниң қанчилик җасарәтлик екәнлигигә һәйран қалаттим. Улар Муқәддәс китапқа зит урп-адәтләрни ташлиған, һәтта аилиси вә мәһәллисидикиләрниң зиянкәшлик қилидиғанлиғини билсиму, җинкәшлик билән бағлинишлиқ урп-адәтләрдин ваз кәчкән. Йеза-қишлақларда адәмләр бәк намрат вә саватсиз болсиму, улар Муқәддәс китапқа һөрмәт көрситиду.
Мән ибадәт қилиш әркинлиги вә бетәрәпликни сақлашқа мунасивәтлик қануний ишларни қилиш имтиязиға егә болдум. Яш гувачи балиларниң садақәтмәнлигини көрүш, һәқиқәтән кишиниң иман-етиқадини күчәйтиду. Улар дуаларға қатнишиш вә дөләт шеирлирини ейтишни рәт қилғач, мәктәпләрдин һайдилатти.
Свазиленд дәп аталған Африкидики кичик бир дөлитидә қериндашлиримиз башқа бир қийинчилиқларға дуч кәлди. Падиша Собуза II өлгәндә, барлиқ пухралар матәм мәрасимигә қатнишиш тәләп қилинған. Әрләр чачлирини қирип чүширип, аяллар қисқа кесиветиши керәк еди. Нурғун қериндашлиримиз әҗдатлириға чоқунуш билән мунасивәтлик урп-адәткә қатнишишни рәт қилғини үчүн зиянкәшликкә учриған. Уларниң Йәһваға болған садақәтмәнлиги бизни интайин хошал
қилди. Биз африкилиқ қериндашлиримизниң садақәтмәнлиги вә сәвир-тақити һәққидә аңлиғанда, иман-етиқадимизни күчәйди.БАСМИХАНИҒА ҚАЙТИП КӘЛДИМ
1981-жили мени басмиханиға қайтип, компьютерлашқан басма усулини тәрәққий қилдурушқа ярдәм беришни чақирди. Бу һаяҗанлиқ бир пәйт болған! Басма усуллири көп өзгәргән еди. Бир йәрлик вакаләтән сатқучи Бәйтәлгә йеңи әвлат басма машинини синап көрүшкә бәргән. Нәтиҗидә, биз тоққуз айланма басма машинисиниң орниға, бәш йеңи әвлат басма машинисини алмаштурдуқ. Йәнә бир айланма резинка басма машинисини қураштурдуқ. Бу басма ишлиримизни илгәркидин көп тезләтти!
Компьютерлишишқа әгишип, бәт ясап басмиға тәйярлаш усуллирини, йәни Көп тиллиқ электронлуқ нәшир системисини (MEPS) иҗат қилдуқ. Канада Бәйтәлдин төртимиз җәнубий Африкиға басма хизмити үчүн кәлгәндин һазирғичә басма ишлирида көп тәрәққий қилди (Йәшая 60:17). Төртимиз Яратқучи Йәһвани бәкму яхши көридиған пионер қериндашларға өйләндуқ. Иккимиз Бәйтәлдә хизмәт қилип келиватимиз. Кен вә Денисму бизгә йеқин җайда бала-чақилирини чоң қиливатиду!
Нәшир материаллиримизни көплигән тилларға тәрҗимә қилиш, бесип чиқириш вә башқа Бәйтәлләргә әвәтиш ишлири көпәйди. Йеңи бир Бәйтәлгә еһтияҗимиз чүшти. Бурадәрләр Йоханнесбургниң ғәрибидә бир чирайлиқ йәргә Бәйтәлни селип, 1987-жилида Худаға беғишлиди. Шу йеңи Бәйтәлниң қурулуши вә нурғун жиллар җәнубий Африка Бәйтәл комитетида хизмәт қилиш маңа зор хошаллиқ елип кәлди!
ЙЕҢИ ВӘЗИПИМИЗ!
2001-жили йеңидин тәшкилләнгән АҚШ Бәйтәл комитетиға хизмәткә тәклип қилиндим. Мән буниңға һәйран қалдим. Гәрчә җәнубий Африкидики хизмитимиз вә достлиримиздин айрилип, көңлүмиз йерим болсиму, АҚШ Бәйтәл аилисидә йеңи һаятимизни башлиғинимиз үчүн һаяҗанға чөмдуқ.
Бирақ Лаураниң яшанған анисидин айрилип, жирақ Нью-Йоркқа кетиштин әнсиридуқ. Амма Лаураниң үч сиңлиси аписиға җисманий, һис-туйғу вә ихтисадий җәһәттин ярдәм беришкә қошулған. Улар: «Биз толуқ вақитлиқ хизмәт қилалмаймиз, бирақ анимизниң еһтияҗлириға көңүл бөлсәк, силәрниң хизмитиңларни қилишиңларға ярдәм берәләймиз»,— дегән. Уларға чин қәлбимиздин миннәтдар болдуқ.
Худди Лаураниң қериндашлиридәк, мениңму Канаданиң Торонтода яшайдиған акам вә аяли тул қалған анамға ғәмхорлуқ қилди. Шу чағда анам улар билән жигирмә жилчә биллә турған еди. Биз уларниң көрсәткән меһир-муһәббити вә ғәмхорлуғи үчүн бәкму миннәтдармиз. Биз Нью-Йоркқа қелип узун өтмәй анам аләмдин өтти. Шундақ мәсъулийитини өз үстигә елиш үчүн, турмушида бәзи өзгәртишләрни қилишқа тоғра келиду. Шундақ қилишқа тәйяр турған аилә әзалириниң болғанлиғи нәқәдәр зор бир бәрикәт, һә!
Бир қанчә жиллар Америкидики Бәйтәлдә нәшир материалларни бесип чиқириш билән мунасивәтлик хизмәтни қилдим. Басма ишлири заманивийлашқан вә аддийлашқан еди. Йеқинки жилларда мән сетивелиш бөлүмидә хизмәт қиливатимән. 20 жилчә бундақ чоң Бәйтәлдә ишләш кишини хошал қилиду. Һазир бу йәрдә 5000ға йеқин Бәйтәл әзаси вә 2000чә пидаий ярдәм бәргүчиләр бар.
60 жил илгири мән бу йәрдә болушимни хиял қилипму бақмиған. Шунчә жиллар Лаура мени пүтүн күчи билән қоллап-қувәтлиди. Һаятим һәқиқәтән әһмийәтлик өтти. Дунияниң җай-җайлиридики Бәйтәлләрни зиярәт қилишни өз ичигә алған түрлүк вәзипилиримизни вә биз билән биллә хизмәт қилғанларни қәдирләймиз. Мән 80дин аштим. Һазир нурғун яш, иқтидарлиқ бурадәрләр хизмәткә тәйинлинип, мениң хизмәт жүкүм азлиди.
Зәбур язғучиси мундақ дегән: «Худаси Йәһва болған хәлиқ нәқәдәр бәхитлик, һә!» (Зәб. 33:12, ЙД). Бу сөзләр һәқиқәттур! Мән Йәһваниң бәхитлик хәлқи билән шат-хорамлиқтин бәһриман болғинимға һәқиқәтән бәкму миннәтдармән!