29-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһваға қолуңиздин кәлгиничә хизмәт қилип хошаллиқ тепиң!
«Һәрким өзиниң шәхсий ишини көрсәтсун, шу вақитта униң өзини һечким билән селиштурмай, пәқәт өзигә қарапла хурсән болушқа сәвәви болиду» (ГАЛ. 6:4).
29-НАХША Садақәтмәнликни сақлап жүрәйли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Немә үчүн Йәһва бизни башқилар билән селиштурмайду?
ЙӘҺВА ХУДА һәммә нәрсиниң вә һәммә адәмләрниң охшаш болушини халимайду. Инсанларни өз ичигә алған, Униң әҗайип яратмилиридин буни ениқ көрәләймиз. Һәр биримиз өзгичә. Йәһва қәлбиңизни, йәни ички дунияңизни көрәләйду (Сам. 1-яз. 16:7). Йәһва күчиңиз, аҗизлиқлириңиз вә келип чиқишиңизға диққәт қилиду. У қолуңиздин кәлмәйдиған ишларни қилишни сиздин тәләп қилмайду. Биз Уни үлгә қилип, өзүмизгә Униңға охшаш көз-қарашта болсақ, сағлам ой-пикирдә болуп, өзүмиз һәққидә бәк көп яки бәк аз ойлимаймиз (Рим. 12:3).
2. Немә үчүн өзүмизни башқилар билән селиштуруш яхши иш әмәс?
2 Әлвәттә, вәз хизмәттә маһир садақәтмән қериндашларниң яхши үлгисигә қарап үгинәләймиз (Ибр. 13:7). Биз уларниң вәз қилиш усулиға қарап өзүмизниң маһаритимизни өстүрәләймиз (Флп. 3:17). Бирақ башқиларниң яхши үлгилирини өрнәк қилиш билән өзүмизгә баһа беришниң арисида пәриқ бар. Шундақ селиштуруш сиздә һәсәтхорлуқ, үмүтсизлик, һәтта өзүңизни һечнәрсигә әрзимәстәк һис-туйғуларни пәйда қилалайду. Алдинқи мақалидә үгәнгәндәк, башқилар билән риқабәтлишиш роһий сағламлиғимизға зиян йәткүзиду. Шуңа Йәһва меһир-муһәббәт билән бизгә нәсиһәт қилған: «Һәрким өзиниң шәхсий ишини көрсәтсун, шу вақитта униң өзини һечким билән селиштурмай, пәқәт өзигә қарапла хурсән болушқа сәвәви болиду» (Гал. 6:4).
3. Роһий җәһәттин өсүп йетилиш сизни қандақ хошал-хорамлиққа ериштүрәләйду?
3 Йәһва имканийитиңизниң баричә Униңға ибадәт қилишиңизни халайду. Чөмдүрүлүштин өткән болсиңиз, шу мәхситиңизгә йәткиниңиз үчүн хошал болалайсиз. Сизни шундақ қарарни қилишқа Худаға болған меһир-муһәббитиңиз үндигән. Шуниңдин башлап, роһий җәһәттин қанчилик өсүп йетилгиниңиз һәққидә ойлинип көрүң. Мәсилән, Муқәддәс китапни оқуп, уни чоңқур тәтқиқ қилишқа болған қизғинлиғиңиз аштиму? Барғансири чин қәлбиңиздин дуаларни қиливатамсиз? (Зәб. 141:2) Вәз хизмәттә барғансири маһир болуп, вәз қилиш қураллирини үнүмлүк ишлитишкә адәтләндиңизму? Әгәр аилиңиз болса, яхширақ әр, аял яки ата-ана болушиңизға Йәһва ярдәм бәрдиму? Мошу тәрәпләрдин қилған барлиқ өзгиришләр сизни хошал-хорамлиққа ериштүрәләйду.
4. Бу мақалидә немиләрни мулаһизә қилимиз?
4 Бизму қериндашларниң өзлирини башқилар билән селиштурмай, өзиниң роһий җәһәттин өсүп йетилишигә қарап, хошаллиқ тепишқа ярдәм берәләймиз. Мошу мақалидә биз ата-анилар балиларға, әр-аял бир-биригә, җамаәттики ақсақаллар етиқатчиларға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини көрәләймиз. Ахирида өзүмизниң қабилийити вә вәзийитигә қарап, мәхсәтләрни қоюшқа ярдәм беридиған бәзи айәтләр үстидә мулаһизә қилимиз.
АТА-АНИЛАР ВӘ ӘР-АЯЛЛАР ҚИЛАЛАЙДИҒАН ИШЛАР
5. Әфәсликләргә 6:4-айәткә асасланғанда, ата-ана немә қилиштин өзини сақлиниши керәк?
5 Ата-ана балисини башқа балилири билән селиштуруштин яки уни қолидин кәлмигән ишни қилишқа мәҗбурлаштин пәхәс болуши керәк. Толиму тәләпчан болуш балиларни чүшкүнләштүриду (Әфәсликләргә 6:4ни оқуң). Қериндишимиз Сачико b шундақ дәйду: «Мәктәптә муәллимим мениңдин башқа савақдашлиримдин яхширақ болушни тәләп қилатти. Өйдә апам яхши оқуш арқилиқ муәллимимгә вә Гувачи әмәс дадамға гувалиқ беришимни халайдиғанлиғини ейтатти. Апам мениңдин емтиһанларда йүз балл елишни тәләп қилған. Бу мүмкин болмайдиған иш еди. Гәрчә мәктәпни пүтүргинимгә шунчә жиллар болсиму, бәзидә мән қолумдин келишичә әң яхшисини қилсамму, Йәһвани хошал қилалмидим дәп һис қилимән».
6. Зәбур 131:1, 2-айәтләрдин, ата-анилар немиләрни үгинәләйду?
6 Зәбур 131:1, 2-айәтләрни оқуң. Давут күчүм йәтмәйдиған ғайәт зор ишларға арилашмидим, йәни қилмидим дегән. У кәмтәр, кичик пейил болуп, өз көңлини хатирҗәм сақлиған. Давутниң шу сөзлиридин ата-анилар немини үгинәләйду? Улар кәмтәр болуш үчүн өз-өзигә вә балисиға һәддидин зиядә тәләпчан болмаслиғи керәк. Пәрзәнтиниң өзигә лайиқ мәхсәтләрни қоюшиға ярдәм бәргәндә, униң артуқчилиқ яки камчилиқ тәрипини нәзәрдә тутса, балиниң өз қәдир-қиммитини һис қилишиға ярдәм берәләйду. Қериндишимиз Марина мундақ дәйду: «Апам һәргизму мени бир қосақ үч қериндишим билән яки башқа балилар билән селиштурматти. У маңа һәрбир кишиниң охшимайдиған қабилийәтлири барлиғини вә Йәһваниң көз алдида һәммимизниң қәдир-қиммәтлик екәнлигимизни үгәткән. Шу сәвәп, мән өзүмни башқилар билән камдин-кам селиштуримән. Апамға бәк миннәтдармән».
7, 8. Әр өз аялиға қандақ иззәт-һөрмәт көрситәләйду?
7 Худаниң хизмәтчиси болған әр өз аялини иззәтлиши керәк (Пет. 1-х. 3:7). Иззәтләш башқиларға алаһидә көңүл бөлүп, уларни һөрмәтләшни өз ичигә алиду. Әр өз аялини қәдирләш арқилиқ, униңға иззәт-һөрмәт көрситиду. У аяли берәлигәндин артуқ нәрсини тәләп қилмайду. Һәргизму өз аялини башқа аяллар билән селиштурмайду. Әгәр у селиштурса, аяли қандақ һис-туйғуда болиду? Қериндишимиз Розаниң Йәһва гувачиси әмәс йолдиши һәрдайим уни башқа аяллар билән селиштурған. Һәмрайиниң қопал сөзлири көңлини рәнҗиткән вә өзини һечким яхши көрмәйдиғандәк һис қилдурған. У: «Мән Йәһваниң мени қәдирләйдиғанлиғини һәрдайим өз-өзүмгә әскәртишим керәк еди»,— дегән. Худа хизмәтчиси болса, өз аялини иззәтләйду. Чүнки у шундақ қилишниң өз аяли вә Худа билән болған мунасивитигә тәсир қилидиғанлиғини яхши билиду c.
8 Өз аялиға иззәт-һөрмәт көрсәткән әр уни махтайду, уни яхши көридиғанлиғини вә қәдирләйдиғанлиғини ейтиду (Пәнд н. 31:28). Алдинқи мақалидә тилға алған Катринаниң йолдиши, униң өзини һечнемигә әрзимәс һис қилиштин сақлинишиға ярдәм бәргән. Балилиқ чеғида аписи Катринани камситқан вә дайим достлири билән селиштурған. Шуңа у өзини башқилар билән селиштурушқа башлиған. Һәтта Йәһва гувачиси болғандин кейинму шундақ қилған. Бирақ етиқатчи йолдиши униң әшу майиллиқ билән күрәш қилишиға, өзи һәққидә тоғра көз-қарашни йетилдүрүшигә ярдәм бәргән. Катрина: «У мени яхши көриду, қилған яхши ишлирим үчүн махтайду вә мениң үчүн дуа қилиду. У йәнә Йәһваниң гөзәл пәзиләтлирини есимгә селип, мениң сәлбий ой-пикримни түзитишкә ярдәм бериду».
КӨЙҮМЧАН АҚСАҚАЛЛАР ВӘ БАШҚИЛАР ҚИЛАЛАЙДИҒАН ИШЛАР
9, 10. Ақсақаллар қериндишимизниң өзини башқилар билән селиштуридиған майиллиқни йеңишиға қандақ ярдәм бәргән?
9 Ақсақаллар өзини башқилар билән селиштурушқа майил болғанларға қандақ ярдәм берәләйду? Қериндишимиз Ханунини балилиқ чеғида башқилар камдин-кам махтиған. У: «Мән хиҗилчан едим вә башқа балиларни өзүмдин яхширақ дәп һис қилаттим. Әқлимни билгәндин башлапла, өзүмни башқилар билән селиштурушқа башлиған»,— дәйду. У һәқиқәтни тонуғандин кейинму өзини башқилар билән селиштурған. Нәтиҗидә, у өзиниң қәдир-қиммити йоқтәк һис қилған. Амма у һазир хошал бир пионер. Униң көзқаришини өзгәртишигә немә ярдәм бәргән?
10 Көйүмчан ақсақаллар Хануниға болған ишәнчисини ипадиләп, униң садақәтмәнлик үлгисини махтап, ярдәм бәргән. У мундақ дегән: «Бирқанчә қетим ақсақаллар мениңдин ярдәмгә муһтаҗ қериндашларға илһам беришни сориған. Шу вәзипиләр өзүмниң қәдир-қиммитимни һис қилишқа ярдәм бәрди. Мән бәзи яш қериндашларға илһам бәргиним үчүн шу көйүмчан ақсақаллар рәхмәт ейтип, Салоникилиқларға 1-хәт 1:2, 3-айәтләрни оқуп бәргини һазирму ядимда. Шу чағда, қәлбим бәкму сөйүнгән еди. Әшу көйүмчан падичиларға чин қәлбимдин рәхмәт ейтимән. Һазир Йәһваниң тәшкилатида өз орнумни қәдирләймән».
11. Йәшая 57:15-айәттә тәсвирләнгәндәк, езилгәнларға вә аҗизларға қандақ ярдәм берәләймиз?
11 Йәшая 57:15ни оқуң. Йәһва роһи сунуқ, аҗизларға бәкму көңүл бөлиду. Пәқәт ақсақаллар әмәс, һәммимиз қәдирлик қериндашлиримизға илһам вә ярдәм берәләймиз. Уларға илһам беришниң бир усули — чин қәлбимиздин көңүл бөлидиғанлиғимизни көрситиш. Йәһва Өзиниң қиммәтлик қойлирини яхши көридиғанлиғини биз арқилиқ уларға көрситишни халайду (Пәнд н. 19:17). Бизму кәмтәрлик вә кичик пейиллиқ билән етиқатдашлиримизға ярдәм берәләймиз. Башқиларниң диққитини өзүмизгә қаритишни халимаймиз, сәвәви башқиларниң һәсәтхорлуғини қозғишимиз мүмкин. Шуңа өз қабилийәтлиримиз вә билимлиримизни бир-биримизгә илһам беришкә ишлитимиз (Пет. 1-х. 4:10, 11).
12. Немә үчүн аддий адәмләр Әйса билән болушни халиған? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
12 Әйсаниң өз шагиртлириға қандақ муамилә қилғанлиғи һәққидә ойлансақ, башқиларға қандақ муамилә қилиш тоғрисида көп нәрсиләрни үгинәләймиз. У йәр йүзидә яшиғанда, әң улуқ инсан болсиму, амма мулайим вә кәмтәр еди (Мәт. 11:28—30). Әйса өз әқил-парасәт вә билими билән махтанмиған. У аддий сөз-ибарә вә тәмсилләр билән езилгәнләрниң қәлбигә тәсәлли бәргән (Луқа 10:21). Әйса тәкәббур диний йетәкчиләргә охшимиған вә адәмләргә Худаниң алдида өзиниң қәдир-қиммити барлиғини һис қилдурған (Йоһ. 6:37). У аддий адәмләргә һөрмәт билән муамилә қилған.
13. Әйсаниң шагиртлириға қилған муамилисидә, униң меһрибанлиғи вә сөйгү-муһәббити қандақ әкс әткән?
13 Әйсаниң шагиртлириға қилған муамилисидә, униң меһрибанлиғи вә сөйгү-муһәббити әкс әткән. У шагиртлириниң қабилийити вә вәзийити пәриқлиқ екәнлигини биләтти. Шуңа уларниң һәммиси охшаш вәзипини орунлалматти. Улар вәз хизмәткә охшаш вақит сәрип қилалматти, һәмдә охшаш нәтиҗә яриталматти. Амма у һәрбириниң чин қәлбидин көрсәткән тиришчанлиғиға миннәтдар болған. Буни Әйсаниң бир тәмсилидин көрәләймиз. Әшу тәмсилдә ғоҗайин һәрбир қулиға қабилийитигә қарап иш тапшурған. Икки әқиллиқ қулниң бири йәнә биридин көпирәк пул тапқан. Амма ғоҗайин һәр иккилисини охшаш сөзләр билән махтиған: «Ярайсән! Сән меһриван һәм садиқ қул екәнсән» (Мәт. 25:14—23).
14. Башқиларға муамилә қилишта Әйсани қандақ үлгә қилалаймиз?
14 Әйса бизгә меһрибанлиқ вә сөйгү-муһәббәт билән муамилә қилиду. У һәрбиримизниң қабилийәтлири вә вәзийәтлири охшимайдиғанлиғини билиду вә қолумиздин келишичә қилғинимиздин хурсән болиду. Биз Әйсани үлгә қилишимиз керәк. Етиқатдашлиримизниң өзини қәдирсиз һис қилишини вә башқилардәк көп қилалмидим дәп хиҗил болушини һәргизму халимаймиз. Әксичә, улар қолидин келишичә Йәһваға хизмәт қилғанлиғи үчүн уларни махташниң пурсәтлирини издәймиз.
ӨЗҮҢИЗ ЙЕТӘЛИГИДӘК МӘХСӘТЛӘРНИ ҚОЮҢ
15, 16. Бир қериндашниң қойған мәхсәтлири униңға қандақ ярдәм бәргән?
15 Роһий мәхсәтләрни қойсақ, һаятимизниң әһмийити болиду. Бирақ әң муһими башқиларниң әмәс, өзүмизниң қабилийити вә вәзийитигә яриша мәхсәтләрни қоюшимиз керәк. Биз өз-өзүмизни үмүтсизләндүрүп, роһимизниң чүшүп кетишини халимаймиз (Луқа 14:28). Мидори исимлиқ пионерниң мисалини көрәйли.
16 Мидориниң дадиси Йәһва гувачиси әмәс еди. У Мидорини өзиниң бир қосақ қериндашлири яки синипдашлири билән селиштурған. «Мән өзүмни керәксиздәк һис қилаттим»,— дәйду Мидори. Бирақ чоң болғанда, у өзигә болған ишәнчисини турғузған. У: «Мән һәр күни Муқәддәс китапни оқуп, көңүл хатирҗәмлигигә ериштим вә Йәһваниң мени сөйидиғанлиғини һис қилдим»,— дегән. Йәнә у өзигә йетәлигидәк мәхсәтләрни қоюп, уларға йетиш үчүн ярдәм сорап, ениқ дуа қилған. Нәтиҗидә, Мидори қолидин келишичә Йәһваға хизмәт қилғанлиғидин хошал болған.
ҚОЛУҢИЗДИН КЕЛИШИЧӘ ЙӘҺВАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШНИ ДАВАМЛАШТУРУҢ
17. Биз давамлиқ ой-пикиримизни қандақ йеңилалаймиз вә нәтиҗиси қандақ болиду?
17 Сәлбий һис-туйғулар вә ой-пикирләр бир кечидә йоқ болуп кәтмәйду. Шуңа Яратқучимиз бизни ой-пикиримизни давамлиқ йеңилашқа дәвәт қилиду (Әфәс. 4:23, 24). Шундақ қилиш үчүн дуа қилишимиз, Худа Сөзини тәтқиқ қилишимиз вә у үстидә чоңқур ойлишимиз керәк. Давамлиқ шундақ қилиң вә Йәһвадин күч сораң. Муқәддәс роһ өзүңизни башқилар билән селиштуруш хаһишиңизни йеңишкә ярдәм бериду. Йәнә Йәһва қәлбиңиздә өсүп йетилгән һәсәтхорлуқ вә тәкәббурлуқ роһини тонуп йетиш вә уларни йилтизидин қомуруп ташлашқа ярдәм бериду.
18. Тарихнамә 2-язма 6:29, 30-айәтләрдин, биз қандақ тәсәлли тапалаймиз?
18 Тарихнамә 2-язма 6:29, 30ни оқуң. Йәһва һис-туйғулиримизни билиду. У бу дунияниң роһиға вә өзүмизниң намукәммәллигигә қарши күрәш қиливатқинимизниму билиду. Бизниң шундақ сәлбий тәсирләр билән күрәш қиливатқанлиғимизни көргәндә, Йәһваниң бизгә болған сөйгү муһәббити техиму ашиду.
19. Йәһва бизгә болған һис-туйғусини қандақ мисал билән чүшәндүргән?
19 Ана билән бовақ оттурисидики меһир-муһәббәт риштисини ишлитип, Йәһва Өзиниң һис-туйғулирини чүшәндүргән (Йәшая 49:15). Рейчел исимлик бир аниниң мисалини көрүп бақайли. У мундақ язған: «Қизим Стефани ай күни тошмай туруп туғулуп қалған. Тунҗа қетим уни көргәндә, у кичик вә аҗиз еди. Балдур туғулуп қалған бовақларни сақлайдиған сандуқта болғанда, дохтурлар һәр күни уни қолумға елишимға рухсәт бәргән. Әшу иллиқ дәқиқиләр ана-балилиқ риштимизниң бағлинишиға ярдәм бәргән. У һазир 6 яшта, униң тени башқа балилардин кичигирәк. Амма мән уни бәкму яхши көрүмән. У яшаш үчүн көп қийинчилиқлар билән күрәш қилди вә зор хошаллиқларни елип кәлди». Биз Йәһваға чин қәлбимиздин хизмәт қилиш үчүн, қолумиздин келишичә тиришчанлиқ көрсәтсәк, Йәһва бизни бәкму яхши көриду. Буни билиш бизни шат-хорамлиққа чөмдүриду!
20. Йәһваға өзүңизни беғишлиған екәнсиз, хурсән болушиңизға қандақ сәвәп бар?
20 Сиз Йәһваниң бир хизмәтчиси болғач, Униң аилисиниң өзгичә вә қәдирлик бир әзаси. Йәһваниң сизни өзигә җәлип қилғанлиғиниң сәвәви, сиз башқилардин яхширақ болғиниңиз үчүн әмәс. У қәлбиңизни күзитип, кәмтәр вә Униңдин үгинип өзгиришкә тәйяр екәнлигиңизни көргән (Зәб. 25:9). Сиз қолуңиздин кәлгиничә Униңға хизмәт қилсиңиз, Униң көңли хурсән болидиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болсун. Сәвирчанлиқ вә садақәтмәнлигиңиз пак вә чин қәлбкә егә болғиниңизни көрситиду (Луқа 8:15). Шуңа давамлиқ Йәһваға қолуңиздин кәлгән әң яхшисини бериң, шундила өз ишиңизға қарап хурсән болушиңизға сәвәвиңиз болиду.
23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз
a Йәһва бизни башқилар билән селиштурмайду. Амма бәзилиримиз шундақ қилишқа майил болғач, өзүмизгә сәлбий баһа беришимиз мүмкин. һазир башқилар билән өзүмизни селиштурушниң зиянлиқ екәнлигини муһакимә қилимиз. Йәнә биз аилә вә җамаәт әзалириға өзигә Йәһваға охшаш көз-қарашта болушиға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
b Бәзи исимлар өзгәртилгән
c Гәрчә бу ой-пикирләр әрләргә қаритилған болсиму, аялларғиму қаритилған нурғун қаидә-принциплар бар.