Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң соаллири

Оқурмәнләрниң соаллири

Йәһва гувачилири торда лайиқ издәшкә қандақ көзқарашта болуши керәк?

Йәһва той қилған икки кишиниң хошаллиқ тепип, мәңгү бир-бири билән йеқин мунасивәттә болушини бәк халайду (Мәт. 19:4—6). Той қилишни арзу қилсиңиз, өзүңизгә лайиқ кишини қандақ тапалайсиз? Яратқучимиз Йәһва бәхитлик аилә қурушимиз үчүн немиләрни қилишимиз керәклигини яхши билиду. Шуңа әгәр У көрсәткән принципларға әмәл қилсиңиз, һәқиқий бәхиткә еришәләйсиз. Әшу принциплардин бәзилирини көрүп бақайли.

Биринчи, қәлб у һәммидин һелигәр вә һечнәрсигә пәрва қилмайду, шуңа өз-өзүмизни чүшинишимиз керәк (Йәр. 17:9). Той қилишни халиған икки киши көрүшүп учришишқа башлайду. Улар тезликтә бир-биригә күчлүк һис-туйғуда бағлиниду. Шу чағда, уларниң тоғра қарари чиқириши асанға чүшмәйду. Адәмләр күчлүк һис-туйғулириға асаслинип, той қилишни қарар қилса, нәтиҗидә бәлким улар үмүтсизлиниду (Пәнд н. 28:26). Икки киши бир-бирини яхширақ билиштин бурун, алдирап ички һис-туйғулирини ипадиләп вәдә бәрсә, у ахмақлиқ болиду.

Бир айәттә: «Парасәтлик киши ховупни көрүп, йошуруниду, һә, тәҗрибисизләр болса, сизиқтин өтүп, җазалиниду»,— дәп йезилған (Пәнд н. 22:3). Лайиқ тонуштуридиған торбәтни ишлитиш хәтәрлик. Бәк әпсус, бәзи кишиләр торда тонумайдиған адәмләр билән параңлишип учришишқа башлап, кейинчә өзлириниң алданғанлиғини байқиған. Йәнә сахтипәз адәмләр ялған салаһийәт билән саддә адәмләрни алдап, пуллирини оғурливалиду. Бәзидә ялғанчилиқ қилғучилар өзлирини Йәһва гувачилири дәп тонуштуриду.

Йәнә бир хәтәрни көрүп бақайли. Бәзи лайиқ тонуштуридиған торбәтлири компьютерлиқ һесаплаш усули арқилиқ адәмләр өз-ара мас келиду, дәп пәрәз қилиду. Бирақ шундақ усулда лайиқ тонуштурушниң һәқиқәтән ярдәм беридиғанлиғиға испат көрситәлмәйду. Бу муһим ишта адәмләр иҗат қилған компьютерлиқ һесаплаш усулиға ишиниш даналиқ боламду? Компьютерлиқ һесаплаш усулини қандақму Муқәддәс китапниң принциплири билән селиштурушқа болсун? (Пәнд н. 1:7; 3:5—7)

Муқәддәс китапта бир принцип бар: «Йеникмүҗәз һәрқандақ сөзгә ишиниду, Зерәк һәрқандақ қәдимини ойлайду» (Пәнд н. 14:15). Бирсини өзүңизниң той қилидиған лайиғи, дәп қарар қилиштин авал, шу киши һәққидә яхширақ билишиңиз керәк. Бирақ торда учришиш арқилиқ бир кишини билиш асан әмәс. Сиз һәтта учурларни әвәтип, торда униң билән параңлишишқа вақитни сәрип қилсиңизму, шу кишини яхши билимән дәп ейталамсиз? Ахири мени һәқиқий яхши көридиған адәмни таптим дегәнләр, үзму үз учрашқанда бәкму һәйран қалған.

Зәбур язғучиси мундақ дегән: «Сахтипәз киши билән олтармаймән вә мәккарлар билән жүрмәймән» (Зәб. 26:4). Торда учришидиғанлар өзлирини яхши көрситиш үчүн ялған учурларни беришни адәттики бир иш дәп қарайду. Улар торда өзиниң һәқиқий миҗәз-хулқини йошуриду. Бәзиләр өзини Йәһва гувачиси дәп көрситиши мүмкин. Улар һәқиқәтән чөмдүрүлүштин өткән Гувачиларму? Улар роһий җәһәттин йетилгән етиқатчиларму? Улар Йәһва Худа билән йеқин мунасивәттиму? Уларниң җамаәттики нам-абройи қандақ? Улар яман үлгә яки яманлар билән барди-кәлди қилғучиларму? (Кор. 1-х. 15:33; Тим. 2-х. 2:20, 21) Улар Муқәддәс китап принципи бойичә қайта той қилишқа лайиқму? Сиз буларни ениқ билишиңиз зөрүр. Бирақ шу кишини тонуйдиған башқа Гувачилар билән параңлашмай, бу соалларға җавап бериш қийин (Пәнд н. 15:22). Униңдин башқа, Йәһваниң садиқ хизмәтчиси охшаш етиқатта болмиған киши билән бир боюнтуруқ астиға киришни хиялму қилмайду (Кор. 2-х. 6:14; Кор. 1-х. 7:39).

Торда учришиш хәтәрлик. Амма бирси билән тонушуп, той қилидиған лайиқ тепишниң башқиму яхши йоллири бар. Той қилиш үчүн өзүңизгә лайиқ келидиған кишини қәйәрдә учриталайсиз? Аммивий жиғилишлар техи чәкләнмигәндә, Йәһва гувачилириниң җамаәт жиғилишлири, чоң жиғилишларда вә башқа жиғилип җәм болушларда өз-ара көрүшүп, бир-бири билән тонушуш пурсити бар еди.

Көпирәк вақит өткүзгәнсири, бир-бириңларниң охшаш мәхсәткә вә көз-қарашқа егә яки әмәслигини көрәләйсиз

Таҗсиман ваба кесили мәзгилидә, аммивий жиғилишни өткүзүш мүмкин болмиғанда, биз тор васитилири билән җамаәт жиғилишлиримизни өткүздүқ. Шу җамаәт жиғилишларда техи той қилмиған Йәһва гувачилири билән тонушушниң пурсәтлири бар. Бу жиғилишларда сиз уларниң ейтқан нутуқлиридин яки бәргән җаваплиридин уларниң етиқадини көрәләйсиз (Тим. 1-х. 6:11, 12). Жиғилиштин кейин сиз айрим бөлүмләрдә өз-ара параңлишалайсиз. Шундақ топ-топ қериндашларниң сөһбәт жиғилишлири арқилиқ өзүңиз қизиққан адәмниң башқиларға қандақ муамилидә болуватқанлиғини көрүп, шу кишиниң һәқиқий миҗәз-хулқини көрүп йетәләйсиз (Пет. 1-х. 3:4). Вақти-саати кәлгәндә, силәрниң охшаш мәхсәт вә көзқаришиңлар барму? Бир-бириңларға лайиқ келәмсиләр? Шуни яхширақ биләләйсиз.

Бойдақ кишиләр Муқәддәс китапниң принциплирини қоллинип, өзигә лайиқ кишини издигәндә, улар Пәнд-нәсиһәттики сөзләрниң һәқиқәт екәнлигигә көз йәткүзиду: «Ким яхши аялни [яхши әрни] тапса, у ғәзнә тапқан Болуп, Йәһвадин илтипат алиду» (Пәнд н. 18:22).