ТӘРҖИМИҺАЛ
Башқиларға көңүл бөлүш өмүрлүк бәрикәтләрни елип келиду
«АНГЛИКАН чиркоси һәқиқәтни үгәтмәйду. Қизим, давамлиқ һәқиқәтни издәң». Англикан чиркосиға барған момам мошу сөзни қилғандин кейин, апам һәқиқий динни издәшкә башлиған еди. Бирақ у Йәһва гувачилири билән параңлишишни халимиған, шуңа улар Канаданиң Торонтодики өйүмизгә кәлгәндә маңа йошурунувелишни ейтқан. Амма 1950-жили апамниң сиңлиси Гувачилар билән тәтқиқ үгинишини башлиғанда, апам сиңлисиға қошулуп үгәнгән. Улар кичик апамниң өйидә үгәнгән вә кейин чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән.
Дадам болса, Канададики йәрлик бирләшмә чиркосиниң бир ақсақали еди. Шуңа, һәр һәптидә у сиңлим билән иккимизни чиркониң балиларға үгитидиған йәкшәнбә болидиған әтигәнлик дәрисләргә әвәтәтти, саат 11дә дадам билән бирликтә чиркониң ибадитигә қатнишаттуқ. Чүштин кейин болса, биз апам билән биллә Гувачиларниң Ибадәт өйигә бараттуқ. Биз икки динниң пәрқини асанла көрәлигән едуқ.
Апам өзиниң йеңи етиқадини узун жиллиқ достлири Боб вә Мэрион Хатчесон билән ортақлашти. Уларму һәқиқәтни қобул қилип, Йәһва гувачилири болди. 1958-жили Хатчесон аилиси мени үч оғли билән биллә Нью-Йоркта өткүзүлгән «Худаниң ирадиси» намлиқ сәккиз күнлүк хәлиқарилиқ конгрессқа елип барди. Өтмүшни әсләп кәйнигә қарисам, уларниң мени өзлири билән еливелиши асан болмиғанлиғини әнди чүшәндим, амма шу конгресс һаятимдики әң әһмийәтлик гөзәл әслимиләрни қалдурған.
ҚЕРИНДАШЛАР ЙӘҺВАҒА КӨПИРӘК ХИЗМӘТ ҚИЛИШИМҒА ЯРДӘМ БӘРГӘН
Өсмүрлүк чағлиримда мән деханчилиқ мәйданида тураттим. У йәрдә өй һайванлири вә қушлирини беқип, күнлирим хошал-хорам өтәтти. Мән мал дохтури болуш тоғрилиқ әстаидил ойлиған едим. Бу оюмни апам бир җамаәт ақсақалиға ейтти. У меһрибанлиқ билән маңа «ахир заманда» яшаватқанлиғимизни әскәртип, бирнәччә жил университетта оқушниң Йәһва билән болған мунасивитимгә қандақ тәсир көрситәләйдиғанлиғини сориди Тим. 2-х. 3:1). Нәтиҗидә, мән университетта оқушқа бармаслиқни қарар қилдим.
(Мән толуқ оттура мәктәпни пүтүргәндин кейин, немә қилишим керәклиги тоғрилиқ йәнила ойлап жүрәттим. Гәрчә һәр һәптә ахирида вәз хизмитигә қатнашқан болсамму, униңдин һечбир хошаллиқ тапалмиған едим вә өзүмни пионер болалаймән дәп ойлиматтим. Шу чағларда, Йәһва гувачиси әмәс дадам вә тағам мени Торонтодики даңлиқ бир суғурта ширкитидә пүтүн күн ишләшкә дәвәт қилди. У йәрдә тағамниң муһим һоқуқ орни бар еди, шуңа мән бу хизмәтни қобул қилдим.
Торонтода көпинчә вақитларда нормал иш вақтидин ашуруп ишләш вә Йәһва гувачиси әмәс кишиләр билән барди-кәлди алақидә болуш дайим җамаәт жиғилишлири вә вәз хизмитигә қатнишишқа тосалғу болди. Мән дәсләптә Гувачи болмиған бовам билән тураттим. Амма у вапат болғандин кейин, башқа бир туридиған җайға еһтияҗлиқ болдум.
Мени 1958-жилидики конгрессқа елип барған Хатчесон әр-аял маңа өз ата-анамдәкла көйүнәтти. Улар мени өз өйидә турушқа тәклип қилди вә мениң Йәһва билән достлуғумни күчәйтишимгә ярдәм бәрди. 1960-жили мән уларниң оғли Джон билән биллә чөмдүрүлүш мәрасимидин өттүм. Джон пионер болушқа башлиди, у мени көпирәк вәз хизмитигә чиқишқа үндиди. Җамаәттики бурадәрләр мениң роһий җәһәттики илгирилигәнлигимгә диққәт қилған еди, ахирида вәз қилишни үгитидиған мәктәпниң йетәкчиси болуп тәйинләндим a.
ӘҖАЙИП БИР ҺӘМРАНИ ТАПТИМ ВӘ ПИОНЕР БОЛДУМ
1966-жили мән вәз ейтқучиларға еһтияҗлиқ җайда хизмәт қилишни оттәк арзу қилдиған қизғин пионер Ренди Берг билән той қилдим. Районға җавапкар ақсақал биз билән параңлишишқа шәхсән вақит чиқирип, бизни Онтариониң Ориллиядики җамаәткә ярдәм беришкә дәвәт қилди. Шуниң билән, дәрһал нәрсилиримизни жиғиштуруп көчүп кәттуқ.
Ориллияға келипла, Рендиға қошулуп пионер болдум. Униң қизғинлиғи аллиқачан маңа тәсир қилған еди! Мән маһир бир пионер болуш үчүн җапалиқ тиришқандин кейин, Муқәддәс китапни ишлитиштин вә кишиләрниң һәқиқәтни чүшинишни көрүштин келидиған хошаллиқни һис қилишқа
башлиған едим. Ориллиядә есил бир җүп әр-аялниң турмушида өзгәртишләрни қилип, Йәһваниң хизмәтчилири болушиға ярдәм қилиш нәқәдәр кишини хошал қилидиған бәрикәт-һә!ЙЕҢИ ТИЛ ҮГӘНДУҚ ВӘ КӨЗҚАРИШИМИЗНИ ӨЗГӘРТТУҚ
Торонтоға саяһәткә барғанда, мән Арнольд Макнамара бурадәр билән көрүштүм. У Бәйтәлдә йетәкчилик қилидиған бурадәрләрниң бири еди. У бизниң мәхсус пионер болушни халайдиған-халимайдиғанлиғимизни сориди. Мән дәрһал җавап бәрдим: «Әлвәттә, амма Квебекта әмәс!» Мән инглиз тилида сөзлишидиған канадалиқларниң Квебек өлкисидики французчә сөзлишидиғанлар һәққидики сәлбий һис-туйғулириниң тәсиригә учриған едим. Әйни вақитта кишиләр һөкүмәткә қарши нәмайиш өткүзүп, Квебекниң Канададин айрилип, мустәқил дөләт болушини тәшәббус қилған еди.
Бурадәр Арнольд җавап берип мундақ деди: «һазир Бәйтәл мәхсус пионерларни пәқәтла Квебек өлкисигә әвәтиду». Мән дәрһал беришқа қошулдум. Мән аллиқачан Рендиниң у йәрдә хизмәт қилишқа қизиқидиғанлиғини биләттим. Кейинчә, буниң һаятимиздики әң яхши қарарларниң бири болғанлиғини һис қилдим.
Бәш һәптилик француз тили дәрисигә қатнашқандин кейин, Ренди иккимиз башқа бир җүпләр билән Монреальға тәхминән 540 километр келидиған шәрқий шималдики Римускиға бардуқ. У вақитта французчәм яхши әмәс еди. Бир қетим җамаәт жиғилишида бир уқтурушни оқуғанда, бир иш йүз бәргәнлиги есимдин чиқмайду. Мән пат-арида өткүзүлидиған конгресста нурғун «австриялик меһманлар» келиду дәп оқушниң орниға, нурғун «төгә қуш меһманлар» келиду дәп оқуған едим.
Римускида төртимиздин башқа йәнә қизғинлиқ билән вәз қилған той қилмиған төрт аял қериндаш вә икки қизи бар Юбердо әр-аял болған. Улар йәттә һуҗрилиқ чоң бир өйни иҗаригә алған. Пионерларниң һәммиси шу өйдә туратти, көпчилик бирлишип иҗарә һәққини төләтти. Шу өйниң сирти вә ишиги алдидики түврүкләр ақ рәңдә болғачқа, биз у өйни «Ақ сарай» дәп ататтуқ. У өйдә адәттә 12дин 14кичә адәм яшатти. Биз мәхсус пионер болғачқа, Ренди иккимиз әтигәндин кәчкичә вәз хизмитидә болаттуқ. Һәтта қиш пәслидики соғақ кәчқурун чағларда биз билән биллә вәз хизмәткә чиқидиған адәм дайим тепилатти. Биз уларниң болғанлиғиға интайин миннәтдар едуқ.
Биз әшу садиқ пионерлар билән интайин йеқин болуп кәттуқ. Улар билән худди бир аилә кишилиридәк болуп кәткән едуқ. Бәзидә биз бирликтә талада гүлхан йеқип, әтрапида параңлишип олтираттуқ. Шу күни һәммимиз охшимиған қиймини тәйярлап, бирликтә олтирип чөчүрә түгүшүп йәттуқ. Бир бурадәр музыкант еди, шуңа шәнбә күни кәчтә пат-пат нахша ейтип уссул ойнаттуқ.
Римускидики вәз хизмитимиз үнүмлүк болди! Бәш жил ичидә, Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғанлардин бирқанчә киши чөмдүрүлүштин өтти. Җамаитимиздә 35 вәз ейтқучи бар болди. Буни көрүп интайин хошал болдуқ.
Квебекта биз хуш хәвәрни вәз қилғучилар сүпитидә наһайити яхши тәлим-тәрбийә алдуқ. Вәз хизмитидә вә маддий еһтияҗимизни қамдашта, Йәһваниң бизгә қандақ ярдәм қилғанлиғини көрдуқ. Униңдин башқа, биз французчә сөзләйдиған кишиләрни, уларниң тилини вә мәдәнийитини сөйүшни үгәндуқ. Кейинирәк, бу бизниң көңли көксимизни кәң тутуп, башқа хәлиқләрниң мәдәнийәтлирини сөйүшимизгә ярдәм бәрди (Кор. 2-х. 6:13).
Ойлимиған йәрдин Бәйтәл бизни Нью-Брансуикниң шәрқий қирғиқидики Тракади шәһиригә көчүшни сориди. Бу өзгириш бәзи қийинчилиқни пәйда қилди. Чүнки биз әндила өй иҗарә тохтамини түзгән вә мән мәктәп мудирийити билән саатлиқ оқутуш
тохтами имзалиған едим. Униңдин башқа, биз билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилған бәзи кишиләр әндила вәз ейтқучи болған еди вә Ибадәт өйни қурулуш иши жүргүзүлгән еди.Биз һәптә ахирида күн бойи бу иш тоғрисида дуа қилдуқ вә Тракадиға бир қетим берип көрдуқ. Бу йәр Римускиға охшиматти. Амма Йәһва бизни у йәргә тәклип қилған екән, чоқум беришни қарар қилдуқ. Биз Йәһвани синап бақтуқ вә униң алдимиздики һәр бир тосақни елип ташлиғанлиғини көрдуқ (Мал. 3:10). Ренди пидакар, хушхуй вә Йәһва билән йеқин мунасивәттә болғанлиқтин, башқа йәргә көчүш асанирақ болған.
Роберт Росс йеңи җамаитимиздики бирдин-бир ақсақал еди. У аяли Линда билән Тракадида пионер болуп хизмәт қилатти. Уларниң тунҗа балиси туғулғандин кейин, бу җамаәттә қелишни қарар қилған еди. Улар кичик балисини беқишқа көңүл бөлүватқан болсиму, зор меһмандостлуқни көрсәткән. Уларниң мустәһкәм иман-етиқади, вәз хизмитидики қизғинлиғи иккимизгә көп илһам бәрди.
ЕҺТИЯҖ БАР ЙӘРДӘ ХИЗМӘТ ҚИЛИП ХОШАЛЛИҚ ТАПТУҚ
Биз Тракадида икки жил пионер болғандин кейин, ойлимиған йәрдин йәнә бир қетим һәйран қаларлиқ бир тәклип тапшурувалдуқ. Бизни инглиз тилидики җамаәтләрни зиярәт қилиш хизмитигә тәйинлиди. Биз инглиз тилида сөзлишидиған җамаәтләр арисида йәттә жил хизмәт қилғандин кейин, Квебектики француз тилидики җамаәтләрни зиярәт қилиш хизмитигә әвәтилдуқ. Бизниң Квебектики вилайәткә җавапкар ақсақал Леонс Крепо ейтқан нутуқлирим үчүн махтиди. Амма кейин у һемишәм: «Қандақ қилип уларни техиму әмәлий қилалайсиз?»— дәп соратти b. Униң маңа шәхсән көңүл бөлүши техиму ениқ вә чүшинишлик тәлим беришкә ярдәм бәрди.
Әң унтулғусиз вәзипилиримдин бири, 1978-жили Монреальда өткүзүлгән «Ғәлибә қучқан етиқат» намлиқ хәлиқаралиқ конгресста маңа тапшурулған иш еди. Мән йемәк-ичмәк тәминләш хизмитини қилған едим. Биз 80000 адәм үчүн мулазимәт қилишимиз керәкти. Йемәк-ичмәк тәминләш үчүн йеңи орунлаштуруш йолға қоюлған болуп, һәммиси пүтүнләй йеңи еди: үскүниләр, тамақ тизимлиги вә тәйярлиқ усули. Биздә тәхминән 20 чоң тоңлатқу бар болуп, бәзидә улар ишлимәй қалатти. Тән тәрбийә мусабиқә паалийити сәвәплик, мәйданға кирәлмигәчкә, биринчи күни башлиништин бурун йерим кечигичә тәйярлиқ қилишни башлалмидуқ. Таң етиштин бурун наштилиқ тәйярлаш үчүн духовкиларни қизитишни башлишимиз керәк еди! Биз һерип һалимиздин кәттуқ, амма җападин қорқмайдиған, иманда пишип йетилгән вә юмористик қериндашлардин нурғун нәрсиләрни үгәндим. Улар билән
һазирғичә достлуғимиз давам қиливатиду. Бу Квебекта өткүзүлгән тарихи бир конгресс болди, һәммимиз шат-хорамлиққа чөмдуқ! Чүнки бу өлкидә 1940—1950 жиллар арисида көплигән зиянкәшликләрни баштин өткүзгән едуқ.Монреальдики конгресстин башқа районға җавапкар ақсақаллардин нурғун нәрсиләрни үгәндим. Бир жили һазир Рәһбәрлик кеңәшниң әзаси Дейвид Сплэйн конгрессқа җавапкар ақсақал еди. Кейинки бир конгресс орунлаштуруш хизмитигә мени җавапкар қилип тәйинлиди. Амма Дейвид хизмитимгә һәмкарлашти.
2011-жили Ренди иккимиз җамаәтни зиярәт қилиш хизмитимизни 36 жил давам қилғандин кейин, мени Җамаәт ақсақаллири үчүн мәктәптә оқутқучи болушқа тәклип қилди. Биз икки жил ичидә охшимиған 75 каравәттә ухлидуқ, амма бу мәктәп қурбанлиқни беришкә әрзийду. Һәр һәптиниң ахирида ақсақаллар интайин миннәтдар болатти. Чүнки Рәһбәрлик кеңәш ақсақалларниң Йәһва билән болған мунасивитигә қанчилик көңүл бөлидиғанлиғини көрди.
Кейин Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәптә дәрис бәрдим. Оқуғучилар пат-пат һерип ғәм-әндишә қилған, чүнки дәристә тәхминән 7 саат олтиратти, һәр күни кәчтә үч саат тапшуруқларни қилатти, һәр һәптидә төрт яки бәш тапшуруқни алатти. Бирақ уларға Йәһваниң ярдими болмиса, буниң һәммисини қилалмайдиғанлиғини башқа оқутқучи билән чүшәндүрдуқ. Оқуғучилар Йәһваға тайиниш арқилиқ өзлири ойлиғандинму көп нәтиҗигә еришәлигәнлигини көрүп, интайин һәйран қалғанлиғини һәрдайим есимдин чиқармаймән.
БАШҚИЛАРҒА КӨҢҮЛ БӨЛҮШ ӨМҮРЛҮК БӘРИКӘТЛӘРНИ ЕЛИП КЕЛИДУ
Апам башқиларға шәхсий көңүл бөлгәнликтин униң билән Муқәддәс китапни үгәнгән кишиләр роһий җәһәттин алға илгирилигән, һәтта дадам һәқиқәткә болған көзқаришини өзгәрткән еди. Апам вапат болуп үч күндин кейин, дадам җамаәт жиғилишиға келип аммивий нутуқни аңлиди, бу бизни бәк һәйран қалдурди. Кейин у 26 жил давамида җамаәт жиғилишиға қатнашқан. Гәрчә дадам чөмдүрүлүштин өтмигән болсиму, ақсақаллар маңа униң һәр һәптә жиғилишларға биринчи болуп келидиғанлиғини ейтти.
Апамниң үлгиси маңа вә үч сиңлимға чоңқур тәсир қалдурған еди. Мениң үч сиңлим вә уларниң йолдашлири Йәһваға садиқлиқ билән хизмәт қиливатиду. Икки сиңлим Бәйтәлдә, йәни бири Португалиядә, башқиси Гаитидә хизмәт қилиду.
Ренди иккимиз һазир Онтариониң Гамильтон шәһиридә мәхсус пионер болуп хизмәт қиливатимиз. Биз җамаәтләрни зиярәт қилиш хизмитини қилғанда, башқиларниң қайта йолуқуш вә Муқәддәс китап үгинишлиригә қатнишип хошал болаттуқ. Амма һазир өзүмиз үгинишни өткүзгән кишиләрниң Йәһвани сөйүшни үгәнгәнлигини көрүп хошал болумиз. Йеңи җамаитимиздики қериндашлар билән йеқин арилишип, Йәһваниң яхши-яман күнләрдә уларни қандақ қоллап-қувәтлигәнлигини билип, көп илһам-мәдәт алимиз.
Арқимизға қарайдиған болсақ, нурғун кишиләрниң бизгә шәхсән көңүл бөлгәнлиги үчүн чоңқур миннәтдармиз. Шуңа, бизму башқиларға сәмимий көңүл бөлүп, уларни өзидә бар болған әң яхшисини Йәһваға беришкә илһамландурдуқ (Кор. 2-х. 7:6, 7). Мәсилән, бир аилидә үч киши, аниси, оғли вә қизи толуқ вақит Йәһваға хизмәт қилған. Мән аилә бешидин пионер болушни ойлап баққанму дәп сориған едим. У аилисидики үч пионерни тәминләп, ғәмхорлуқ қиливатқанлиғини ейтти. Андин мән униңдин мундақ дәп соридим: «Уларға ким яхширақ ғәмхорлуқ қилалайду? Сизму яки Йәһва Худаму?»— дәп соридим. Мән уни аилисидикилири һузурлиниватқан нәрсиләрдин һузурлинишқа илһамландурдум. У алтә айдин кейин пионер болди.
Ренди иккимиз Йәһваниң «карамәтлири» тоғрисида давамлиқ кейинки әвлатларға ейтимиз. Улар Йәһваға хизмәт қилишта биздәк бәһримән болушини үмүт қилимиз (Зәб. 71:17, 18).
a Һазир «һаятимиз вә хизмитимиз» учришишниң йетәкчиси дәп атилиду.
b Леонс Крепониң тәрҗимиһалини «Күзитиш мунариниң» 2020-жил, февраль санидики 26—30 бәтләрдә тапалайсиз.