32-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһвани үлгә қилип, әқил-парасәтлик киши болуң
«Силәрниң әқил-парасәтлигиңлар барлиқ адәмләргә мәлум болсун» (ФЛП. 4:5).
6-НАХША Худа хизмәтчисиниң дуаси
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Мәсиһ әгәшкүчилири қайси мәнада мевилик дәрәққә охшаш болуши керәк? (Рәсимгиму қараң.)
«МЕВИСИ тола дәрәқ егилип туриду». Бу мақал-тәмсил муһим бир һәқиқәтни үгитиду: роһий җәһәттин пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчилири чоқум әвришимчан, йәни егилишкә тәйяр болуши керәк. Буни қандақ қилалаймиз? Шәхсий вәзийәтлиримиздә өзгиришләр болғанда, уларға маслишиш вә башқиларниң көзқариши вә чиқарған қарарлирини һөрмәтләш арқилиқ өзүмизниң әқил-парасәтлик киши екәнлигини көрситишимиз керәк.
2. Қайси пәзиләтләр вәзийәтниң өзгиришигә маслишишимизға ярдәм бериду вә бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
2 Йәһваниң хизмәтчилири сүпитидә биз әқил-парасәтлик болушни халаймиз. Йәнә кәмтәр вә көйүмчан болушниму халаймиз. Бу мақалидә бәзи Мәсиһ әгәшкүчилириниң вәзийәтлири өзгәргәндә, йеңи шараитқа маслишишқа мошу пәзиләтләрниң қандақ ярдәм бәргәнлигини көримиз. Униңдин башқа, бу пәзиләтләрниң бизгә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини үгинимиз. Бирақ авал Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң әқил-парасәтлик болушта қалдурған мукәммәл үлгисидин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп бақайли.
ЙӘҺВА ХУДА ВӘ ӘЙСА МӘСИҺ ӘҚИЛ-ПАРАСӘТЛИК
3. Йәһваниң әқил-парасәтлик Худа екәнлигини қандақ билимиз?
3 Йәһва қәтъий тәврәнмәс, мустәһкәм болғачқа, «Қорам таш» дәп аталған (Қ. шәр. 32:4). Шундақтиму, У әқил-парасәтлик, йәни вәзийәтни нәзәргә алиду. Бу дунияда вәзийәт өзгириватқанда, Йәһва Худа вәзийәтни көздә тутқан һалда Өз вәдилириниң әмәлгә ешишиға капаләтлик қилиду. Йәһва Худа бизни Өз образида яратқан. Шуңа, У бизгиму вәзийәтниң өзгиришигә маслишиш қабилийитини бәргән. У бизгә қандақ қийинчилиқларға йолуқушимиздин қәтъийнәзәр, дана қарар чиқиришимиз үчүн ярдәм беридиған ениқ Муқәддәс китап принциплирини бәргән. Йәһваниң үлгиси вә принциплири шуни көрүп йетишимизгә ярдәм бериду: У Қорам таштәк мәһкәм болупла қалмай, йәнә әқил-парасәтлик Худадур.
4. Йәһваниң әқил-парасәтлик Худа екәнлигини мисал билән чүшәндүрүң (Лавийлар 5:7, 11).
4 Йәһваниң тутқан йоллири мукәммәл вә вәзийәтләргә мас келиду. У инсанларға һәддидин зиядә қаттиқ тәләп қоймайду. Мәсилән, Йәһваниң исраилларға Өзиниң әқил-парасәтлик Худа екәнлигини қандақ көрсәткәнлигини көрүп бақайли. У мәйли бай яки кәмбәғәл болсун, һәммисидин охшаш қурбанлиқларни сунушни тәләп қилмиған. Бәзи вәзийәтләрдә У һәрбир кишиниң өз шараитиға қарап қурбанлиқ елип келишигә йол қойған (Лавийлар 5:7, 11ни оқуң).
5. Йәһваниң кәмтәрлиги вә көйүмчанлиғини көрситидиған бир мисал кәлтүрүң.
5 Йәһваниң кәмтәрлиги вә көйүмчанлиғи Уни әқил-парасәтлик болушқа үндәйду. Мәсилән, Худа Содомдики рәзил кишиләрни йоқатмақчи болғанда, Униң кәмтәрлиги ениқ аян болған. Йәһва пәриштилири арқилиқ һәққаний киши Лутқа тағлиқ районға қечишни буйриған. Лут шу йәргә бериштин қорққан. Шуңа у өз аилисидикилири билән Йәһвадин Зоар дегән кичик шәһәрдә паналинишқа рухсәт қилишни өтүнгән. Бу шәһәр вәйран қилинишқа һөкүм қилинған еди. Йәһва Худа Луттин Өзи буйриғандәк қилишни қәтъий тәләп қилса болатти. Бирақ У Лутниң өтүнүшини нәзәргә елип, әшу кичик шәһәрни вәйран қилмиған (Ярит. 19:18—22). Узун әсирләрдин кейин Йәһва Худа Нинәвәһ шәһириниң хәлқигиму рәһим қилған. У шәһәрни вә униң рәзил хәлқини пат арида йоқ қилидиғанлиғини елан қилиш үчүн Юнус пәйғәмбәрни әвәткән. Бирақ хәлиқ товва қилғанда, Йәһва уларға ич ағритип, шәһәрни вәйран қилмиған (Юнус 3:1, 10; 4:10, 11).
6. Әйса Мәсиһ Йәһва Худани үлгә қилип әқил-парасәтни қандақ көрсәткән?
6 Әйсаму Йәһва Худани үлгә қилип, әқил-парасәтлик киши болған. У «Исраил өйиниң жүткән қойлириға» вәз қилиш үчүн әвәтилгән. У әшу вәзипини орунлиғанда, өзиниң әқил-парасәтлик киши екәнлигини көрсәткән. Бир қетим чәт әллик бир аял униңдин җин чаплишивалған қизини сақайтишини өтүнгән. Әйса рәһим-шәпқәт көрситип, аялниң өтүнгинидәк униң қизини сақайтқан (Мәт. 15:21—28). Йәнә бир мисални көрүп бақайли. Вәз қилишни башлиған чағда Әйса мундақ дегән: «Мәндин ваз кәчкән кишидин мәнму... ваз кечимән» (Мәт. 10:33). Лекин Әйса өзидин үч қетим танған Петрустин танғанму? Яқ. У Петрусниң товва қилғанлиғини вә иман-етиқадини нәзәргә алған. Әйса тирилгәндин кейин Петрусқа көрүнгән вә өзиниң уни кәчүргәнлигигә вә давамлиқ сөйидиғанлиғиға ишәндүргән (Луқа 24:33, 34).
7. Филипиликләргә 4:5-айәткә асасланғанда, қандақ нам-атақни қазинишимиз керәк?
7 Биз Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң әқил-параситини көрүп чиқтуқ. Йәһва биздинму әқил-парасәтлик болушимизни күтиду (Филипиликләргә 4:5ни оқуң). Шуңа, биз өзүмиздин мундақ сорап көрсәк -болиду: -«Кишиләр мени әқил-парасәтлик, кәң қосақ, сәвирчан киши дәп қарамду? Яки улар мени җаһил, қопал яки бойни қаттиқ киши дәп қарамду? Мән башқиларниң чоқум өзүм халиғандәк қилишини қәтъий тәләп қилимәнму? Яки орунлуқ болса, башқиларниң сөзлиригә қулақ селип, уларниң таллишиға йол қоюмәнму?» Биз әқил-парасәтлик киши болғансири, Йәһва вә Әйсани үлгә қилғанлиғимизни көрситимиз. Һазир икки саһада: 1) шәхсий вәзийитимиздә өзгириш болғанда вә 2) башқиларниң көзқарашлири яки қарарлири бизниңкидин пәриқлиқ болғанда әқил-парасәтлик болушниң зөрүрлигини көрүп чиқайли.
ВӘЗИЙӘТ ӨЗГӘРГӘНДӘ ӘҚИЛ-ПАРАСӘТЛИК БОЛАЙЛИ
8. Өзгириш йүз бәргәндә, әқил-парасәтлик киши болушимизға немә ярдәм берәләйду? (Изаһәткиму қараң.)
8 Әқил-парасәтлик болуш вәзийитимиз өзгәргәндә маслишишчан болушни өз ичигә алиду. Шундақ өзгиришләр ойлимиған қийинчилиқларни туғдуруши мүмкин. Мәсилән, җиддий сағламлиқ мәсилисигә дуч келишимиз яки туюқсиз ихтисадий яки сәясий өзгиришләр түпәйли һаятимиз пүтүнләй астин-үстүн болуп кетиши мүмкин (Вәз 9:11; Кор. 1-х. 7:31). Тәшкилат бизгә башқичә усулда яки башқа җайда Йәһваға хизмәт қилишни ейтса, бу биз үчүн бәк қийин болуши мүмкин. Қандақ қийинчилиққа дуч кәлмәйли, төвәндики төрт қәдәм-басқучқа әгәшсәк, йеңи вәзийәтләргә оңушлуқ маслишалаймиз: 1) реаллиқни қобул қилиш, 2) келәчәккә үмүт билән қараш, 3) иҗабий нәрсиләргә диққәт ағдуруш вә 4) башқиларға ярдәм бериш b. Бу қәдәм-басқучларни бесишниң қандақ ярдәм беридиғанлиғини бәзи қериндашларниң мисаллиридин көрүп бақайли.
9. Миссионер әр-аял қандақ күтмигән синақларға тәқабил турған?
9 Реаллиқни қобул қилиң. Эммануел вә Франческа чәт әлгә миссионерлиқ хизмәткә тәйинләнгән. Улар йеңи бир тилни үгинишни вә йеңи җамаәттә қериндашлар билән тонушушқа башлиған еди. Дәл шу вақитта COVID-19 пандемияси башлинип, улар башқилардин өзлирини чәткә елип яшашқа мәҗбур болған. Кейин Франческаниң аниси туюқсиз вапат болған. Франческа аилисидикилири билән җәм болушни бәкму арзу қилатти. Амма тарқилишчан вирус сәвәплик өз жутиға қайталмиған. Мошу қийин вәзийәттә униңға немә ярдәм бәргән? Биринчи, Эммануел билән Франческа бирликтә дуа қилип, һәр күни ғәм-әндишиләрни йеңиш вә чүшкүнлүккә чүшмәслик үчүн әқил-парасәт сориған. Мәсилән, улар бир видеомиздики бурадәрниң мону сөзлиридин илһам алған: «Биз йеңи вәзийәтләрни қанчә тез қобул қилсақ, шунчә тез қайта хошаллиққа еришимиз. Шундақ қилип йеңи вәзийәтләрдиму қолумиздин келишичә әң яхшисини қилалаймиз» c. Иккинчи, улар телефонда гувалиқ бериш маһаритини өстүрүшни қарар қилған, һәтта бир киши билән Муқәддәс китап үгинишини башлиған. Үчинчиси, улар йәрлик қериндашларниң ярдимини вә уларниң сөйгү-муһәббитини миннәтдарлиқ билән қобул қилған. Көйүмчан бир қериндаш уларға бир жил давамида һәр күни Муқәддәс китаптин бир айәтни әвәткән. Худди шуниңдәк, йеңи вәзийәтләрни қобул қилғинимизда, қолумиздин келидиған ишни қилиштин қанаәт тапалаймиз.
10. Бир қериндаш һаятидики чоң бир өзгиришкә қандақ маслашқан?
10 Келәчәккә үмүт билән қарап, диққитиңизни иҗабий нәрсиләргә қаритиң. Япониядә яшайдиған Кристина исимлиқ бир румыниялиқ қериндаш өзи қатнашқан инглиз тили җамаити йепилғанда үмүтсизләнгән еди. Бирақ у дайим шу иш һәққидә ойлап жүрмигән. Әксичә, у йәрлик җамаәткә қатнишип, япон тилида вәз қилишни қолидин келишичә қоллап-қувәтләшни қарар қилған. Кристина япон тилини яхшилаш үчүн бир хизмәтдишидин ярдәм сориған. Шу аял униңға Муқәддәс китап вә «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапни ишлитип ярдәм беришкә келишкән. Кристина япончисини яхшилапла қалмай, шу аялму һәқиқәткә қизиқишқа башлиған. Биз өтмүшимизгә әмәс, кәлгүсимизгә қарап, иҗабий нәрсиләргә диққәт қаратсақ, ойлимиған өзгиришләр болсиму, күтмигән бәрикәтләргә еришимиз.
11. Ихтисадий қийинчилиққа дуч кәлгән бир җүп әр-аял немә қилған?
11 Башқиларға ярдәм бериң. Хизмитимиз мәнъий қилинған бир дөләттә ихтисадий кризис йүз бәргәндә, шу йәрдә яшайдиған бир җүп турақлиқ мааштин айрилип қалған. Улар бу вәзийәткә қандақ маслашқан? Биринчи, улар аддий турмуш кәчүрүш үчүн бәзи қәдәмләрни ташлиған. Иккинчи, диққитини өз қийинчилиқлириға әмәс, вәз хизмитигә қаритип, башқиларға ярдәм беришни қарар қилған (Әлч. 20:35). Йолдиши мундақ дәйду: «Биз вәз хизмити билән алдираш өттуқ. Бу сәлбий нәрсиләрни азирақ ойлап, диққитимизни Худаниң ирадисини орунлашқа қаритишимизға ярдәм бәрди». Вәзийәтлиримиз өзгәргәндә, вәз хизмитини давамлаштуруп, башқиларға ярдәм беришниң нәқәдәр муһимлиғини чоқум әстә сақлишимиз керәк.
12. Әлчи Паулниң мисали вәз хизмитимиздә түрлүк өзгиришләргә маслишишқа қандақ ярдәм берәләйду?
12 Вәз хизмитимиздә маслишишчан болушимиз керәк. Биз иман-етиқади, көзқариши вә келип чиқиши охшимайдиған кишиләрни учритимиз. Әлчи Паул маслишишчан болған. Бизму уни үлгә қилалаймиз. Әйса Мәсиһ Паулни «башқа хәлиқләр үчүн әлчи» болушқа тәйинлигән (Рим. 11:13). Паул шу вәзипини орунлап йәһудийлар, греклар, оқумушлуқ адәмләр, кәмтәр деханлар, һөкүмәт әмәлдарлири вә падишаларға вәз қилған. Әшу һәр түрлүк кишиләрниң қәлбигә тәсир қилиш үчүн Паул һәр түрлүк вәзийәтләргә маслишишқа һәрикәт қилған (Кор. 1-х. 9:19—23). Паул кишиләрниң қәйәрдин кәлгәнлиги, немигә ишинидиғанлиғи һәққидә чоңқур ойланған. Шуңа у вәзийәткә маслишип, һәрбир киши билән Худаға җәлип қилидиған усулда параңлашқан. Әгәр бизму вәзийәткә маслишишчан болсақ вә һәрбир кишигә ярдәм беришниң әң яхши йолини тепишқа тиришсақ, вәз хизмитимиз техиму үнүмлүк болиду.
БАШҚИЛАРНИҢ КӨЗҚАРИШИНИ ҺӨРМӘТЛӘҢ
13. Башқиларниң көзқаришини һөрмәтлисәк, Коринтлиқларға 1-хәт 8:9-айәттә тәсвирләнгән хәтәрдин қандақ сақлиналаймиз?
13 Әқил-парасәтлик киши башқиларниң көзқаришини һөрмәтләйду. Мәсилән, бәзи аял қериндашлар ясинишни яхши көриду, бәзилири яхши көрмәйду. Бәзи Мәсиһ әгәшкүчилири спиртлиқ ичимликләрни мувапиқ миқдарда ичиду, амма бәзиләр қәтъий ичмәсликни қарар қилиду. Худаниң хизмәтчилири саламәтлигиниң яхши болушини арзу қилиду. Бирақ саламәтлигигә пәриқлиқ усуллар билән көңүл бөлүшни таллайду. Әгәр һемишә өз көзқаришимизни тоғра дәп ойлисақ вә қериндашлиримизни қайил қилишқа урунсақ, башқилар үчүн путликашаң болушимиз вә бөлүнүшләрни пәйда қилишимиз мүмкин (Коринтлиқларға 1-хәт 8:9ни оқуң; 10:23, 24). Ундақта, тәңпуң көзқараш вә течлиқни сақлишимизға Муқәддәс китап принциплири қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини чүшәндүридиған икки мисални көрүп бақайли.
14. Кийиниш вә ясинишқа қарита Муқәддәс китаптики қандақ принципларни әстә сақлишимиз керәк?
14 Кийиниш вә ясиниш. Йәһва Худа бизгә қандақ кийинишимиз керәклигини ейтмиған, амма әмәл қилишқа тегишлик бәзи принципларни бәргән. Биз Худа хизмәтчилиригә мас кийим-кечәкләрни кийип, өзүмизниң әқил-парасәтлик, кәмтәр вә ой-пикри сағлам киши екәнлигимизни көрситишимиз керәк (Тим. 1-х. 2:9, 10; Пет. 1-х. 3:3). Шуңлашқа башқиларниң диққитини қаритидиған кийим-кечәкләрни кийишни халимаймиз. Муқәддәс китап принциплири ақсақалларға кийиниш вә чач фасониға қарита өзи халиғанчә қаидә-түзүмләрни бәлгүләштин сақлинишқа ярдәм бериду. Мәсилән, мода болуватқан қисқа, амма рәтсиз чач фасонини қоювалған яш бурадәрләргә ярдәм қилмақчи болған ақсақаллар қаидә-түзүмләрни чиқармай яшларға қандақ ярдәм берәләйду? Районға җавапкар ақсақал җамаәттики ақсақалларниң қериндашларға мундақ мәслиһәт беришни тәвсийә қилған: «Сиз сәһнидә болғанда, тиңшиғучилар гәп-сөзлириңизгә әмәс, сизгә бәкирәк диққәт ағдурған болса, кийиниш вә ясинишиңизда бир чатақ бар». Бу аддий чүшәндүрүш яшларниң немә қилиши керәклигини чүшинишигә вә ақсақалларниң қаидә-түзүмләрни орнатмаслиғиға ярдәм бәргән d.
15. Сағламлиғимизни қандақ усулда асрашни таллиғанда, Муқәддәс китапниң қайси принциплири ярдәм бериду? (Римлиқларға 14:5)
15 Сағламлиқни асраш. Һәрбир Мәсиһ әгәшкүчиси өз саламәтлигигә қандақ көңүл бөлүшни өзи қарар қилиши керәк (Гал. 6:5). Мәсиһ әгәшкүчилиригә тиббий давалашни таллашқа тоғра кәлгәндә, улар Муқәддәс китапниң қандин вә җинкәшликтин сақлиниш тоғрилиқ қанунлириға чоқум бойсунуши керәк (Әлч. 15:20; Гал. 5:19, 20). Башқа җәһәттә улар қайси давалаш усуллирини қобул қилишни өзи қарар қилалайду. Бәзи кишиләр сағламлиғини асраш үчүн мәхсус тиббий давалаш орунлиридин ярдәм издәйду, йәнә бәзилири башқа шәкилдики давалаш усуллирини қобул қилишни таллайду. Биз мәлум бир давалаш усули мәйли пайдилиқ яки зиянлиқ екәнлигигә қәтъий ишәнгән һаләттиму, қериндашлиримизниң өз саламәтлигини асрашқа мунасивәтлик шәхсий қарар чиқириш һоқуқини һөрмәтлишимиз керәк. Төвәндики төрт муһим нуқтини әстә сақлишимиз муһим: 1) Пәқәтла Худа Падишалиғи сағламлиғимизни пүтүнләй әслигә кәлтүрәләйду (Йәшая 33:24). 2) Һәрбир Мәсиһ әгәшкүчиси өзи үчүн неминиң яхши екәнлигигә толуқ қайил болуши керәк (Римлиқларға 14:5ни оқуң). 3) Биз башқиларға һөкүм қилмаймиз яки уларниң алдиға путликашаң таш қоймаймиз (Рим. 14:13). 4) Мәсиһ әгәшкүчиси сөйгү-муһәббәт көрситиду вә җамаәтниң бирлигини сақлашниң шәхсий көзқаришидин муһимирақ екәнлигини яхши чүшиниду (Рим. 14:15, 19, 20). Әгәр биз мошу нуқтиларни әстин чиқармай, қериндашлиримиз билән йеқин мунасивәтни сақлисақ, җамаәтниң течлиғиға өз һәссимизни қошумиз.
16. Бир ақсақал башқа ақсақаллар билән бирликтә хизмәт қилғанда, өзиниң әқил-парасәтлик киши екәнлигини қандақ көрситәләйду? (Рәсимгиму қараң.)
16 Әқил-парасәтлик киши болушта ақсақаллар яхши үлгә болуши керәк (Тим. 1-х. 3:2, 3). Мәсилән, бир ақсақал йеши чоң болғачқа, башқиларниң һәрдайим униң көзқаришини қобул қилиду дәп күтмәслиги керәк. У Йәһваниң муқәддәс роһи ақсақаллар кеңишиниң һәрбир әзасиға тәсир қилип, дана қарар чиқиришқа өз һәссисини қошалайдиғанлиғини етирап қилиду. Әгәр Муқәддәс китап принциплириға хилаплиқ қилмиса, әқил-парасәтлик ақсақал, һәтта у башқа бир қарарни әвзәл көрсиму, көп сандики ақсақалларниң қарарини қоллашқа тәйяр туриду.
ӘҚИЛ-ПАРАСӘТЛИК КИШИ БОЛУШНИҢ ПАЙДИСИ
17. Әқил-парасәтлик киши болушниң қандақ пайдисини көрүмиз?
17 Мәсиһ әгәшкүчилири әқил-парасәтлик кишиләр болуш арқилиқ көплигән бәрикәтләргә еришиду. Биз етиқатчи қериндашлиримиз билән техиму яхширақ мунасивәт орнитип, хошаллиқ тапалаймиз вә җамаәттә инақлиқ болиду. Биз миҗәз-хулқи, мәдәнийити вә келип чиқиши пәриқлиқ кишиләрдин тәшкилләнгән Йәһваниң хәлқи арисида шат-хорамлиқ тапимиз. Һәммидин муһими, әқил-парасәтлик Худайимиз Йәһвани үлгә қиливатқанлиғимизни билип, көңлүмиз қанаәт тапиду.
53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш
a Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ әқил-парасәтлик, йәни вәзийәтни нәзәрдә тутиду. Улар бизниңму бу пәзиләтни йетилдүрүшимизни үмүт қилиду. Әгәр әқил-парасәтлик киши болсақ, вәзийитимиздә, йәни саламәтлигимиздә яки ихтисадий әһвалимизда өзгириш болғанда, шу өзгиришләргә маслишиш биз үчүн асанирақ болиду. Униңдин башқа, җамаәтниң течлиғи вә инақ-иттипақлиғиға өз һәссимизни қошумиз.
b «Ойғиниш!» 2016-жил, 4-санидики «Өзгиришкә маслишиш» (рус) намлиқ мақалини оқуң.
c «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири», 2021-жил, март-апрель санидики «Дүшмәнләрниң қаршилиғи сәвәвидин адәмләр Йәһва Худа тоғрилиқ биливалди» дегән мақалидә кәлтүрүлгән «Дмитрий Михайлов бурадиримиз билән сөһбәт» намлиқ видеони көрүң.
d Кийиниш вә ясиниш тоғрилиқ көпирәк мәлуматни «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китавиниң 52-дәрисидә тапалайсиз.