Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

31-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Мәһкәм вә тәврәнмәй туруңлар

Мәһкәм вә тәврәнмәй туруңлар

«Әзиз қериндашлирим, чиң, тәврәнмәс болуңлар» (КОР. 1-Х. 15:58).

32-НАХША Тәврәнмәй чиң турайли!

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Қайси мәнада Мәсиһ әгәшкүчисини егиз бенаға охшитишқа болиду? (Коринтлиқларға 1-хәт 15:58)

 1978-ЖИЛИ Японияниң Токио шәһиридә 60 қәвәтлик егиз бир бена аста-аста селинишқа башланди. Бенани көргәнләр дайим йәр тәврәйдиған бу шәһәрдә шу бенаниң қандақ мәһкәм туруши һәққидә ойланған. Бенаниң мәһкәм туралишиниң сири барму? Инженерлар бенани мустәһкәм, амма йәр тәврәшкә бәрдашлиқ берәлигидәк әвришимчан һаләттә лайиһилигән. Мәсиһ әгәшкүчилирини әшу егиз бенаға охшитишқа болиду. Немә үчүн мундақ дәймиз?

2 Мәсиһ әгәшкүчиси чоқум мәзмут, мәһкәм болуш билән әвришимчан болуш оттурисидики тәңпуңлуқни сақлиши керәк. У Йәһваниң қанунлири вә өлчәмлиригә әмәл қилишта чоқум мәһкәм вә тәврәнмәс болуши лазим (Коринтлиқларға 1-хәт 15:58ни оқуң). У итаәт қилишқа тәйяр вә мурәссә қилмайдиған болуши лазим. Йәнә бир җәһәттин вәзийәт шуниңға йол қойса яки тәләп қилса, у ғәрәз уқидиған вә әвришимчан болуши керәк (Яқуп 3:17). Шундақ тәңпуң көзқарашни сақлашни үгәнгән Мәсиһ әгәшкүчиси һәддидин зиядә қаттиқ қол яки һәммә нәрсигә пәрвасизлиқ қилиштин сақлиниду. Бу мақалидә қачан чоқум тәврәнмәй мәһкәм турушимиз керәклигини муһакимә қилимиз. Униңдин башқа, Шәйтанниң қайси бәш хил усулни қоллинип, мәһкәм туруш ирадимизни аҗизлаштурушқа һәрикәт қилидиғанлиғини вә униңға қандақ қарши туралайдиғанлиғимизни үгинимиз.

МӘҺКӘМ ТУРУШ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛАЛАЙМИЗ?

3. Әлчиләр 15:28, 29-айәтләрдә әң алий Қанун чиқарғучи қайси қанунларни тилға алған?

3 Әң алий Қанун чиқарғучи сүпитидә Йәһва давамлиқ түрдә Өз хәлқигә наһайити ениқ қанунларни йәткүзгән (Йәшая 33:22). Мәсилән, биринчи әсирдики рәһбәрлик кеңәш Мәсиһ әгәшкүчилиригә қандақ үч ишта мәһкәм туруш лазимлиғини көрситип бәргән. 1) бутпәрәсликни рәт қилиш, 2) Йәһваниң қанни муқәддәс дәп һөрмәтләш буйруғиға бойсунуш, 3) Муқәддәс китапниң жуқури әхлақий өлчәмлиригә әмәл қилиш (Әлчиләр 15:28, 29ни оқуң). Бүгүнки күндә Мәсиһ әгәшкүчилири бу үч ишта мәһкәм туралиши үчүн немә қилалайду?

4. Пәқәтла Йәһваға ибадәт қилиш үчүн немә қилимиз? (Вәһий 4:11)

4 Биз бутпәрәсликни рәт қилип, пәқәт Йәһва Худаға ибадәт қилимиз. У Исраил хәлқигә пәқәтла Униңға ибадәт қилишни буйриған еди (Қ. шәр. 5:6—10). Әйса Мәсиһму Шәйтанниң аздурушиға дуч кәлгәндә, чоқум Йәһваға ибадәт қилишимиз керәклигини ениқ көрсәткән (Мәт. 4:8—10). Шуңлашқа, биз бутларға чоқунмаймиз. Диний рәһбәрләр, сәясий һөкүмранлар, тән-тәрбийә яки кино чолпанлири дегәндәк инсанларни худаларға охшаш көрмәймиз вә уларға чоқунмаймиз. Пәқәт Худайимиз Йәһва тәрәптә туруп, һәммә нәрсиниң Яратқучиси болған Униңғила ибадәт қилимиз (Вәһий 4:11ни оқуң).

5. Биз немә үчүн Йәһваниң һаят вә қанниң муқәддәслиги тоғрисидики қануниға бойсунимиз?

5 Биз Яратқучи Йәһва бәргән һаят вә қанниң муқәддәслиги тоғрисидики қануниға бойсунимиз. Немә үчүн? Чүнки Йәһваниң көзидә қан һаятқа вәкиллик қилиду вә бу Униңдин кәлгән қиммәтлик соға (Лав. 17:14). Йәһва тунҗа қетим инсанларға һайванларниң гөшини йәшкә рухсәт қилғанда, уларға қанни йемәсликни буйриған (Ярит. 9:4). Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраил хәлқигә қанунларни бәргәндә, бу буйруқни қайта тәкрарлиған (Лав. 17:10). Биринчи әсирдә Йәһва Худа рәһбәрлик кеңәш арқилиқ Мәсиһ әгәшкүчилирини қандин сақлинишқа буйриған (Әлч. 15:28, 29). Биз тиббий давалашқа мунасивәтлик қарарларни чиқарғанда, бу буйруққа қәтъий әмәл қилимиз b.

6. Йәһваниң жуқури әхлақи өлчәмлири билән яшаш үчүн қандақ тиришчанлиқ көрситимиз?

6 Биз Йәһваниң жуқури әхлақий өлчәмлиригә қәтъий әмәл қилимиз (Ибр. 13:4). Жанлиқ тилни ишлитип, әлчи Паул бизгә тәнниң әзалирини өлтүрүш, йәни тәнниң хата арзу-һәвәслирини йоқ қилиш үчүн мәслиһәт бәргән. Биз җинсий әхлақсизлиқ қилишқа башлайдиған һәрқандақ ишларни қилиштин яки көрүштин сақлинимиз (Кол. 3:5; Аюп 31:1). Езиқтурушқа дуч кәлгәндә, Йәһва Худа билән болған достлуғимизға зиян йәткүзидиған һәрқандақ ой-пикир яки иш-һәрикәтни дәрһал рәт қилимиз.

7. Қәтъий ирадилик болуш үчүн немә қилалаймиз вә немә үчүн?

7 Йәһва бизниң Униңға чин көңлүмиздин итаәт қилишимизни халайду (Рим. 6:17). Униң көрсәтмилири һәрдайим биз үчүн пайдилиқ. Биз униң қанунлирини өзгәртәлмәймиз (Йәшая 48:17, 18; Кор. 1-х. 6:9, 10). Биз Йәһваниң жүригини хурсән қилиш вә Зәбур язғучисиға охшаш көзқарашни ипадиләш үчүн қолумиздин келишичә тиришимиз. «Мән көңлүмни қарарлириңни орунлаш үчүн майил қилдим, ахирғичә, та әбәт» (Зәб. 119:112). Бирақ Шәйтан мәһкәм туруш ирадимизни аҗизлаштурушқа тиришиду. Ундақта, у мәхситигә йетиш үчүн қандақ усулларни қоллиниду?

ШӘЙТАН МӘҺКӘМ ТУРУШ ИРАДИМИЗНИ АҖИЗЛАШТУРУШ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШҚА ТИРИШИДУ?

8. Шәйтан бизниң мәһкәм туруш ирадимизни аҗизлаштуруш үчүн зиянкәшлик усуллирини қандақ қоллиниду?

8 Зиянкәшлик. Иблис җисманий вә һиссий җәһәттин һуҗум қилиш усулини қоллинип, ирадимизни аҗизлаштуриду. Униң мәхсити бизни «жутуш», йәни Йәһва билән болған мунасивитимизни бузуш (Пет. 1-х. 5:8). Биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири мәһкәм туруш ирадиси қәтъий болғачқа, зиянкәшликкә учриған, таяқ йегән вә өлтүрүлгән (Әлч. 5:27, 28, 40; 7:54—60). Шәйтан бүгүнки күндиму зиянкәшлик қилишни давамлаштуриватиду. Буни Россия вә башқа дөләтләрдики қериндашлиримизға рәһимсиз муамилә қиливатқанлиғидин көрәләймиз. Униңдин башқа, дунияниң һәрқайси җайлирида қарши чиққучилар қериндашлиримизға һәртүрлүк йоллар билән зиянкәшлик қиливатиду.

9. Йошурун бесимлардин пәхәс болушниң лазимлиғини мисал билән чүшәндүрүң.

9 Йошурун бесим қилиш. Шәйтан очуқ ашкарә һуҗум қилиштин башқа йәнә һийлә-микирләрни ишлитиду (Әфәс. 6:11). Чоң бир операция үчүн дохтурханиға ятқан Боб исимлиқ бир бурадәрниң мисалини алайли. У дохтурларға һәрқандақ әһвал астида өзиниң қан қуюшни қобул қилмайдиғанлиғини ениқ билдүргән. Ташқи кесәлликләр дохтури униң қарарини һөрмәтләшкә қошулған. Бирақ операциядин бир күн бурун Бобниң аилисидикилири өйгә қайтқандин кейин, наркоз қилидиған дохтур Бобни көрүшкә кәлгән. У Бобқа қан қуймайдиғанлиғини, шундақтиму зөрүр болса қан қуюшқа тәйяр екәнлигини ейтқан. Бәлким дохтур аилисидикилири йенида болмиғанда, у көзқаришини өзгәртиду дәп ойлиған. Лекин Боб қарарида мәһкәм туруп, өзиниң һәрқандақ әһвал астида қан қуюшни қобул қилмайдиғанлиғини ейтқан.

10. Немә үчүн инсанларниң көзқариши хәтәрлик? (Коринтлиқларға 1-хәт 3:19, 20)

10 Инсанларниң дуния қариши. Әгәр ишларға инсаний нуқтәий нәзәри билән қарисақ, Йәһваниң қанунлириға сәл қарашқа башлишимиз мүмкин (Коринтлиқларға 1-хәт 3:19, 20ни оқуң). Бу дунияниң даналиғи һемишә инсанларниң Худаға итаәтсизлик қилишиға тәсир қилиду. Пәргам вә Тиятирадики аз қисим бир Мәсиһ әгәшкүчилири әшу шәһәрләрдә көп учрайдиған бутпәрәслик вә әхлақсиз көзқарашларни қобул қилған. Һәр икки җамаәтниң җинсий әхлақсизлиққа йол қойғанлиғи үчүн Әйса уларға күчлүк нәсиһәт бәргән (Вәһ. 2:14, 20). Бүгүн биз хата көзқарашларни қобул қилиш бесимиға дуч келимиз. Аилә әзалиримиз яки тонушлиримиз бизни өз һис-туйғулиримизға қулақ селип, Йәһваниң қанунини бузушқа дәвәт қилиду. Мәсилән, улар бизгә әхлақий паклиқни сақлашниң муһим әмәслигини, Муқәддәс китапниң әхлақий өлчәмләрниң аллибурун конирап, вақти өткәнлигини ейтиши мүмкин.

11. Биз мәһкәм туруш үчүн чоқум немидин сақлинишимиз керәк?

11 Бәзи чағларда биз Йәһваниң бәргән көрсәтмилири анчә ениқ әмәс дәп ойлишимиз, һәтта йезилғанларниң сиртидики ишларни қилишқа езиқтурулишимиз мүмкин (Кор. 1-х. 4:6). Әйсаниң заманидики диний устазлар шундақ гуна өткүзгән еди. Улар Худадин кәлгән қанунға инсанларниң қаидә-түзүмлирини қошуш арқилиқ аддий кишиләрниң үстигә еғир жүкни жүклигән (Мәт. 23:4). Йәһва Өз Сөзи вә тәшкилати арқилиқ бизгә ениқ йол-йоруқни көрситип бериду. У бәргән көрсәтмигә һечқандақ нәрсини қошушқа һәққимиз йоқ (Пәнд н. 3:5—7). Шуңа, биз Муқәддәс китапта йезилған нәрсиләрниң сиртиға чиқип кәтмәймиз яки шәхсән өзлири қарар чиқиридиған ишлар тоғрилиқ етиқатчилар үчүн қаидә-түзүм чиқармаймиз.

12. Шәйтан қуруқ гәп-сөзләрни қандақ ишлитиду?

12 Ялған гәп-сөзләр. Шәйтан адәмләрни қаймуқтуруш вә уларниң арисида бөлгүнчиликни пәйда қилиш үчүн қуруқ гәп-сөзләр вә бу дунияниң қаидә-түзүмлирини қоллиниду (Кол. 2:8). Биринчи әсирдә улар инсанларниң дуния көзқаришиға асасланған пәлсәпә, Муқәддәс китапқа асасланмиған йәһудийларниң тәлиматлирини вә Мәсиһ әгәшкүчилири Тәврат қануниға әмәл қилиш керәк дәп үгитилгән тәлимләрни өз ичигә алған. Улар беһудә қуруқ гәпләр, чүнки улар кишиләрниң диққитини һәқиқий даналиқниң мәнбәси болған Йәһвадин жирақлаштурған еди. Бүгүнки күндә Шәйтан әхбарат вә иҗтимаий алақә торлардин пайдилинип, сәясий рәһбәрләр тәшвиқ қилидиған асассиз ялған сөзләрни вә хәвәрләрни тарқитиду. Буни таҗсиман вируси тарқалғанда ениқ көрдуқ c. Кишиләрни қаймуқтуридиған сөзләргә қулақ салидиғанлар орунсиз ғәм-әндишиләрни қилған. Амма тәшкилатимизниң көрсәтмилиригә қулақ салған Йәһва гувачилири буниңдин сақлиналиған (Мәт. 24:45).

13. Немә үчүн диққитимизниң чечилишидин пәхәс болушимиз керәк?

13 Диққәт чечилиш. Биз чоқум диққитимизни техиму муһим ишларға қаритишимиз керәк (Флп. 1:9, 10). Диққитимизни чачидиған ишлар бәк көп вақтимизни вә зеһнимизни исрап қилиду. Адәттә турмушимиздики ишлар, мәсилән, йәп-ичиш, көңүл ечиш вә ишләп пул тепиш һаятимизда әң муһим орунда болса, диққитимиз чечилип кетиши мүмкин (Луқа 21:34, 35). Униңдин башқа һәр күни җәмийәттә болуватқан талаш-тартишлар вә сәясий мәсилиләр тоғрилиқ хәвәрләрни аңлап туримиз яки оқуймиз. Биз чоқум әшу талаш-тартиш ишқа арилишип қелиштин өзүмизни тартишимиз керәк. Болмиса, биз ой-пикиримиз яки қәлбимиздә мәлум бир тәрәпни қоллашқа башлишимиз мүмкин. Шәйтан жуқурида тилға елинған һәммә усулларни ишлитиду, униң мәхсити — тоғра иш қилиш ирадимизни аҗизлаштуруш. Ундақта, униң түрлүк усуллар билән қилған һуҗумлириға қарши қәтъий, мәһкәм туруш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп бақайли.

МӘҺКӘМ ТУРАЛИШИМИЗ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛАЛАЛАЙМИЗ?

Мәһкәм туруш үчүн өзүңизни Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлгәнлигиңиз һәққидә ойлиниң, Худаниң Сөзини тәтқиқ қилип, униң үстидә чоңқур ойлиниң, тәврәнмәс көңүлни йетилдүрүң вә Йәһваға ишәнч қилиң (14—18 абзацларға қараң)

14. Бизниң Йәһва тәрәптә турушимизға ярдәм беридиған бир нәрсә немә?

14 Немә үчүн өзүңизни Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүштин өтүшиңиз һәққидә чоңқур ойлиниң. Сиз Йәһва тәрәптә турушни халиғачқа, әшу қәдәмләрни басқан. Өзүңизниң һәқиқәтни тапқанлиғиңизға қайил болушиңизға немә ярдәм бәргәнлиги һәққидә қайта ойлинип көрүң. Сиз Йәһва тоғрилиқ тоғра билимгә егә болуп, асмандики Атиңизға болған һөрмитиңиз вә муһәббитиңиз чоңқурлашқан. Иман-етиқадиңиз күчәйгәнсири, сиз товва қилишқа һәрикәт қилған. Йәһва өч көридиған ишларни қилишқа тохтитип, Уни хурсән қилидиған ишларни қилишқа башлиған. Худаниң сизни кәчүргәнлигини тонуп йәткиниңиздә өзүңизни хатирҗәм һис қилған (Зәб. 32:1, 2). Җамаәт жиғилишлириға қатнишип, сиз үгәнгән әҗайип һәқиқәтләрни башқилар билән ортақлишишқа башлиған. Һазир Йәһваға беғишлиған вә чөмдүрүлүштин өткән Мәсиһ әгәшкүчиси сүпитидә һаятлиқ йолида меңиватисиз вә мошу йолда давамлиқ меңиш үчүн пүтүн күчиңиз билән тиришиватисиз (Мәт. 7:13, 14).

15. Немә үчүн тәтқиқ қилип үгиниш вә чоңқур ойлиниш пайдилиқ?

15 Худа Сөзини тәтқиқ қилиң вә үгәнгәнлириңиз һәққидә чоңқур ойлиниң. Худди чоңқур йилтиз тартқан дәрәқ мустәһкәм туралиғанға охшаш, Худаниң Сөзигә болған ишәнчимиз чоңқур йилтиз тартса, бизму мәһкәм туралаймиз. Дәрәқниң өсүшигә әгишип, униң йилтизи барғансири чоңқурлайду вә әтрапиға кеңийиду. Биз тәтқиқ қилип үгәнгәндә вә чоңқур ойланғанда, етиқадимиз күчийип, Худаниң йоллириниң әң яхши екәнлигигә техиму ишинимиз (Кол. 2:6, 7). Йәһва өтмүштики хизмәтчилиригә қандақ йол-йоруқларни, мәслиһәтләрни бәргәнлиги вә уларни қоғдиғанлиғи һәққидә ойлиниң. Мәсилән, Әзәкиял тәсвирий көрүнүштә бир пәриштә еһтиятчанлиқ билән ибадәтханини өлчәватқанлиғини көргән. У әҗайип көрүнүш Әзәкиялниң иман-етиқадини күчәйткән вә Йәһваниң пак ибадәт өлчәм-қаидилиригә қандақ бойсунуш һәққидә әмәлий көрсәтмиләрни бериду d (Әзәк. 40:1—4; 43:10—12). Худаниң Сөзини чоңқурирақ тәтқиқ қилип, тәпәккүр қилишқа вақит чиқарсақ, бизму пайдисини көрүмиз.

16. Тәврәнмәс көңүл Бобни қандақ қоғдиған? (Зәбур 112:7)

16 Көңлүңиз тәврәнмәс мәһкәм болсун. Давут падиша Йәһваға болған тәврәнмәс сөйгүсини ипадилигәндә, мундақ җакалиған: «Егәм мениң, жүрүгим чиңдалди» (Зәб. 57:7). Бизму Йәһваға ишәнч қилип, қәлбимизни тәврәнмәс мустәһкәм қилалаймиз. (Зәбур 112:7ни оқуң). Илгири тилға елинған Бобқа немә ярдәм бәргәнлигини көрүп бақайли. Дохтур униңға зөрүр тепилғанда қан қуюшқа тәйяр екәнлигини ейтқандин кейин, у дохтурға дәрһал җавап берип, әгәр һәрқандақ бир вәзийәттә қан қуюшқа һәрикәт қилмақчи болса, шу һаман өзиниң дохтурханидин чиқип кетидиғанлиғини ейтқан. Кейин Боб мундақ дегән: «Мән қилчиму иккиләнмидим вә әнсирмидим».

Әгәр күчлүк иман-етиқатни йетилдүрсәк, мәйли қандақ синақларға дуч келишимиздин қәтъийнәзәр, қәтъий мәһкәм туралаймиз (17-абзацқа қараң)

17. Бобниң мисалидин немиләрни үгинәләймиз? (Рәсимгиму қараң.)

17 Боб тәврәнмәй мәһкәм турған, чүнки у дохтурханиға келиштин бурунла қәтъий қарар қилған еди. Биринчидин, у Йәһва Худани хурсән қилишқа арзу қилған. Иккинчидин, у һаят вә қанниң муқәддәслиги һәққидә Муқәддәс китап вә униңға асасланған нәшрий материалларни еһтиятчанлиқ билән тәтқиқ қилған. Үчинчидин, у Йәһваниң қанунлириға бойсунса, Йәһва уни мукапатлайдиғанлиғиға ишәнгән. Бизму қандақ синақларға дуч келишидин қәтъийнәзәр, көңлүмизни тәврәнмәс мәһкәм қилалаймиз.

Барақ вә униң адәмлири Сисераниң әскирини җасарәт билән қоғлаватиду (18-абзациға қараң)

18. Барақниң мисали бизни Йәһваға ишиниш тоғрилиқ немини үгитиду? (Рәсимгиму қараң.)

18 Йәһваға ишәнч қилиң. Барақ Йәһваниң көрсәтмилиригә ишәнч қилип, қандақ муваппәқийәткә еришкәнлиги һәққидә ойлап көрәйли. Гәрчә пүткүл Исраил зиминида бир қалқан яки нәйзә тапқили болмисиму, Йәһва уларға толуқ қуралланған Қанан қошунлириниң башлиғи Сисераға қарши уруш қилишқа буйриған (Һак. 5:8). Аял пәйғәмбәр Дебора Бараққа тағлардин түзләңликкә чүшүп, Сисера вә униң 900 җәң һарвуси билән уруш қилишини ейтқан. Гәрчә һарвулар тәкши түзләң йәрдә көп әвзәлликкә егә болсиму, Барақ әшу көрсәтмигә бойсунған. Әскәрләр Табор теғидин чүшкәндә Йәһва асмандин қаттиқ ямғур яғдурған. Сисераниң һарвулири патқаққа петип қелип, Йәһва Барақни ғәлибигә ериштүргән (Һак. 4:1—7, 10, 13—16). Шуниңға охшаш, бизму Йәһваға вә Униңға вәкиллик қилидиған тәшкилати бәргән йол-йоруқларға ишәнсәк, Йәһва бизниму ғәлибигә ериштүриду (Қ. шәр. 31:6).

ТӘВРӘНМӘЙ МӘҺКӘМ ТУРУШ ҮЧҮН ҚӘТЪИЙ БӘЛ БАҒЛАҢ

19. Немә үчүн қәтъий тәврәнмәй турушни халайсиз?

19 Бу дунияда яшаватқинимизда тәврәнмәй мәһкәм туруш үчүн давамлиқ күрәш қилишимиз керәк (Тим. 1-х. 6:11, 12; Пет. 2-х. 3:17). Зиянкәшлик, йошурун бесимлар, инсанларниң көзқариши, қуруқ гәп-сөзләр, диққитимизни чачидиған ишларниң мәһкәм туруш ирадимизни тәвринишигә қәтъий йол қоймайли (Әфәс. 4:14). Давамлиқ мәһкәм туруп, Йәһваға қәтъий садиқ қилайли вә буйруқлириға бойсунайли. Шуниң билән биргә, әқил-парасәтлик киши болушимиз керәк. Кейинки мақалидә әқил-парасәтлик болушта Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң қандақ үлгә қалдурғанлиғи һәққидә муһакимә қилимиз.

154-НАХША Ахирғичә бәрдашлиқ беримиз

a Адәм ата вә Һава аниниң заманидин башлап, Шәйтан инсанларниң немини тоғра неминиң хата екәнлигини өзи қарар қилиши керәклиги тоғрисида өзиниң көзқарашлирини тәшвиқ қилип кәлмәктә. У бизниң Йәһваниң қануниға вә тәшкилаттин кәлгән йол-йоруқларға қарита әшу натоғра көзқарашни сиңдүрүшимизни халайду. Бу мақалә бизгә Шәйтанниң дуниясиниң өз бешимчилиқ роһидин сақлинишқа вә Йәһва тәрәптә туруш ирадимизни күчәйтишкә ярдәм бериду.

b Мәсиһ әгәшкүчилири Худаниң қан тоғрисидики буйруғиға қандақ бойсуналайдиғанлиғи һәққидә көпирәк билмәкчи болсиңиз, «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китавиниң 39-дәрисигә қараң.

c jw.org торбетимиздики «Ялған мәлуматлардин сақлаң» (рус) намлиқ мақалигә қараң.

d Көпирәк тәпсилатларни билиш үчүн «Пак ибадәт» китавиниң (рус) 13 вә 14 баплириға қараң.