Тәтқиқ қилиш усуллири
Биринчи новәттә немини тәтқиқ қилиш керәклигини ойлаң
Һәммимизниң шәхсий үгиниш өткүзүш үчүн вақтимиз қис болиду. Шуңа, үгиниш вақтимизни үнүмлүк өткүзүш үчүн немә қилалаймиз? Биринчидин, оқуватқан нәрсилириңиз тоғрилиқ ойлаш үчүн йетәрлик вақит чиқириң. Алдирап җиқ мәлумат оқушниң орниға, аз мәлумат болсиму, диққәт билән оқуш яхши.
Иккинчидин, биринчи новәттә немә оқуйдиғанлиғиңизни қарар қилиң (Әфәс. 5:15, 16). Кәлтүрүлгән бирнәччә мисални көрүп бақайли.
Муқәддәс китапни һәр күни оқуң (Зәб. 1:2). Иш дәптиридики Муқәддәс китапни оқуш җәдвили бойичә оқуң.
Биринчи новәттә «Күзитиш мунариға» вә һәптә оттурисида болидиған жиғилишқа тәйярлиқ қилиң. Җавапларни тәйярлашқа тиришиң (Зәб. 22:22).
Шундақла jw.org. торбетимиздә нәшир қилинип туридиған видеоларни көрүп, аммивий журналларни вә башқа нәширләрни оқуш үчүн вақит чиқиришқа тиришиң.
Сиз үчүн қизиқ болидиған мавзуларни тәтқиқ қилиң. Бәлким бир вәзийәткә дуч келидиғансиз яки қандақту бир соаллириңиз бар, йә болмиса Муқәддәс китапниң бәзи тәлимлирини яхширақ чүшинишни халайсиз.