Сиз биләмсиз?
Қедимий Бабил харабилигидин тепилған хиш кесәк вә униң ясилиш усули Муқәддәс китапта йезилғанларниң тоғрилиғини қандақ испатлайду?
ҚЕДИМИЙ БАБИЛ харабилигидә археологлар шәһәрни ясашқа ишлитилгән нурғунлиған пишшиқ хишларни тепивалған. Археолог Роберт Кольдевейниң сөзигә қариғанда, бу хил хишлар «шәһәр сиртидики хумданларда пиширилгән. У йәрдә сеғиз топа яхши вә йеқилғу қилишқа ишлитилидиған отун мол болған».
Қедимий хатирә язмиларға асасән, бабиллиқ әмәлдарлар әшу очақларни қәбиһ мәхсәттиму ишләткән. Торонто университетиниң қедимий Ассурийәни тәтқиқ қилидиған Пол-Алан Болье профессори мундақ дәйду: «Бирнәччә Бабил хатирә язмилирида йезилғандәк, падиша исиянчи вә муқәддәс нәрсиләргә күпүрлүк қилған кишиләрни тирик көйдүрүп өлтүргән». Небуқаднисар падиша заманидин қалған бир хатирә язмида мундақ сөзләр йезилған: «Уларни ашпәзниң тонуриға ташлаңлар,... көйдүрүңлар, кавап қилиңлар, пүтүнләй йоқ қилиңлар... Қоюқ ис-түтәкләр көтирилсун, уларни ялқунлап турған отта көйдүрүп, күлгә айландуруңлар».
Бу тәсвирләр Муқәддәс китапниң оқурмәнлиригә Даниял китави 3-бапта баян қилинған вәқиәләрни әслитиду. Бу тарихий хәтиригә мас, Небуқаднисар падиша Бабил шәһириниң сиртидики Дура түзләңлигигә алтундин ясалған ғайәт зор һәйкәлни тиклигән. Шадрак, Мишак вә Әбәднего исимлиқ үч ибраний яш жигит бу һәйкәлгә сәҗдә қилишни рәт қилғанда, Небуқаднисар қаттиқ ғәзәплинип, очақни «адәттикидин йәттә һәссә қаттиқ» қизитип, әшу үч жигитни «дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлашни буйруди». Күчлүк бир пәриштә уларни өлүмдин қутулдуруп қалған (Дан. 3:1—6, 19—28).
Бабилдин тепилған хишларму Муқәддәс Язмиларниң тоғрилиғини көрситиду. Шу хишларниң көпинчисидә падишани мәдһийилигән сөзләр бесилған. Шуларниң биридә мундақ йезилған: «Бабил падишаси Небуқаднисар... Мән улуқ падиша салған хан сарийида... Мениң әвлатлирим униңда мәңгү һөкүмранлиқ қилсун». Бу хишлар үстидә йезилған тәсвирләр Даниял 4:30-айәттики сөзләр (ЙД) билән охшап кетиду. Бу айәттә Небуқаднисар махтинип мундақ дегән еди: «Бу бүйүк Бабилон шәһиригә қараңлар! Буни мән өз улуқлуғим вә шан-шөһритим үчүн падишалиғиниң ханлиқ сарийи болсун дәп өз күч-қудритим билән салдурған әмәсму?»