27-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһва Худаға үмүт бағлаң!
«Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткин! Җигәрлик бол, қәлбиң мәртанә болсун!» (ЗӘБ. 27:14 [26:14]).
24-НАХША Көзүң болсун мукапатта
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. а) Йәһва Худа бизгә қандақ үмүт әта қилған? ә) Йәһва Худаға үмүт бағлаш дегән немә? (Сөз-ибарә мәнасиға қараң).
ЙӘҺВА Худайимиз Уни сөйидиғанларниң һәммисигә әҗайип үмүт әта қилған. Пат йеқинда У кесәлликләр, қайғу-һәсрәтләр вә өлүмни тамамән йоқ қилиду (Вәһ. 21:3, 4). Худа Өзигә үмүт бағлиған кәмтәр кишиләрниң йәр йүзини җәннәткә айландуришиға ярдәм бериду (Зәб. 37:9—11 [36:9—11]). Униңдин башқа, келәчәктә Пәрвәрдигар билән бүгүнки күндикидинму йеқинирақ вә көңүллүк мунасивәт орнитимиз. Һәқиқәтән әҗайип үмүтимиз бар. Бирақ Йәһваниң бу вәдилири әмәлгә ашидиғанлиғиға немә үчүн ишинәләймиз? Чүнки Йәһва Худа һәрқачан Өз вәдисидә туруп кәлгән. Шуңа Униңға үмүт b бағлап, Уни тәлмүрүп күтүшкә йетәрлик асаслар бар! (Зәб. 27:14 [26:14]). Йәһваниң вәдилирини әмәлгә ашурушини сәвир-тақәт вә шат-хорамлиқ билән күткәчкә, Униңға ишәнчимизни көрситимиз (Йәшая 55:10, 11).
2. Йәһва қандақ вәдисини аллиқачан әмәлгә ашурған?
2 Йәһва Худа барлиқ вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғини аллиқачан испатлиған. Униң алаһидә бир вәдисини көрүп чиқайли. Худа Вәһий китави арқилиқ ахир заманда һәр хәлиқ, һәр қәбилә, һәр милләттин чиққан адәмләрни жиғип, пак ибадәттә бирләштүридиғанлиғини вәдә қилған. Бүгүнки күндә бу кишиләр «зор бир топ халайиқ» дәп атилиду (Вәһ. 7:9, 10, ҺЗ). Гәрчә бу топ пәриқлиқ мәдәнийәт, миллити, тиллар вә ирқлардин болған әр вә аял, чоң вә кичик кишиләрдин тәшкил тапқан болсиму, у инақ-иттипақ хәлиқаралиқ чоң бир аилидур (Зәб. 133:1 [132:2]; Йоһ. 10:16). Бу зор бир топ халайиқ қизғинлиқ билән вәз қиливатиду. Улар хуш хәвәргә қулақ салғанларниң һәммисигә йеңи дуния һәққидики үмүт бәргүчи һәқиқәт сөзлирини ейтип беришкә дайим тәйяр (Мәт. 28:19, 20; Вәһ. 14:6, 7; 22:17). Әгәр сиз бу зор бир топ халайиқ арисида болсиңиз, шәк-шүбһисизки, йеқинлишиватқан йеңи дуния һәққидики үмүтни бәк қәдирләйсиз.
3. Шәйтанниң мәхсити немә?
3 Иблис келәчәккә болған үмүтимизни йоқ қилишни халайду. Униң мәхсити, Йәһваниң бизгә ғәмхорлуқ қилмайдиғанлиғиға вә Өз вәдилирини әмәлгә ашурмайдиғанлиғиға ишинишкә қайил қилиштур. Әгәр Шәйтан үмүтимизни йоқ қилишта мувәппәқийәт қазанса, җасарәтимизни йоқитип һәтта Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтитишимиз мүмкин. Бу мақалидә Шәйтан Аюп пәйғәмбәрни үмүтидин ваз кәчтүрүп, уни Йәһваға хизмәт қилиштин тохтитишқа урунғанлиғини көрүп чиқимиз.
4. Бу мақалидә биз немиләрни муһакимә қилимиз? (Аюп 1:9—12)
4 Бу мақалидә төвәндики соалларға җавап тапимиз: Шәйтан Аюп пәйғәмбәрниң Йәһваға болған садақәтмәнлигини бузуш үчүн қандақ һийлә-микирләрни қолланған? (Аюп 1:9—12ни оқуң) Аюптин немиләрни үгинәләймиз? Йәһва Худаниң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғи вә Өз вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғини немә үчүн әстин чиқармаслиғимиз керәк?
ШӘЙТАН АЮПНИ ҮМҮТИДИН ВАЗ КӘЧТҮРҮШКӘ УРУНҒАН
5, 6. Қисқағинә вақит ичидә Аюп пәйғәмбәр қандақ ишларни баштин өткүзгән?
5 Аюп аилиси билән шат-хорам һаят кәчүрәтти. У Йәһва Худа билән йеқин мунасивәт орнитип, хошаллиқ тапқан еди. Аюпниң аилә әзалири вә байлиғи көп еди (Аюп 1:1—5). Бирақ бир күн ичидила Аюп барлиқ нәрсилиридин пүтүнләй дегидәк айрилип қалған. Авал у мал-дуниясидин айрилған (Аюп 1:13—17). Кейин сөйүмлүк пәрзәнтлири өлүп кәткән. У баштин өткүзгән паҗиә һәққидә ойлап көрүң! Адәттә бир пәрзәнди өлүп кәтсә, бу ата-ана үчүн чоң зәрбә болиду. Ундақта, оң балисиниң өлгәнлигини аңлиған Аюп вә аялиниң чәккән қайғу-һәсрәт, азаплиқ яшлирини тәсәввур қилиң. Шуңа Аюпниң кийимини житип, чечини чүшүрүп, өзини йәргә ташлиғанлиғи һәйран қаларлиқ әмәс! (Аюп 1:18—20).
6 Шәйтан кейин Аюпни еғир бир кесәл билән ағритип, нам-абройиға дағ тәккүзгән (Аюп 2:6—8; 7:5). Аюп илгири өз жутдашлири арисида һөрмәткә сазавәр болуп, нам-абройлуқ киши еди. Адәмләр униңдин мәслиһәт сорап келәтти (Аюп 31:18). Әнди улар униңдин өзлирини қачурған. Қериндашлири, дост-бурадәрлири һәтта хизмәткарлири униңдин үз өргән еди (Аюп 19:13, 14, 16).
7. а) Аюп азап-оқубәтләрниң чекишниң сәвәви һәққидә немә ойлиған, бирақ у немә қилишни рәт қилған? ә) Худди Аюп вә униң аялиға охшаш Худаниң хизмәтчиси қандақ синаққа дуч келиши мүмкин?
7 Шәйтан Аюпни шуниңға ишәндүрмәкчи болған: Йәһваниң Аюптин көңли совуғачқа бундақ азап-оқубәтләрни баштин кәчүрүватиду. Мәсилән, Шәйтан Аюпниң он балиси зияпәт қилип олтарған өйни вәйран қилиш үчүн дәһшәтлик қара борандин пайдиланған (Аюп 1:18, 19). У йәнә асмандин от чүшүрүп, Аюпниң қойлиринила әмәс, бәлки, уларни баққан хизмәткарлирини һалак қилған (Аюп 1:16). Қара боран вә от асмандин кәлгәчкә, Аюп пәйғәмбәр улар Йәһва Худадин кәлгән дәп ойлиған болуши мүмкин. Нәтиҗидә, Аюп чоқум Худани рәнҗитип қоюптимән дәп ойлашқа башлиған. Бирақ у әрштики Атисиға ләнәт оқушни қәтъий рәт қилған. Аюп өмүр бойи Йәһвадин сан-санақсиз бәрикәтләргә еришкәнлигини етирап қилған. У Худадин кәлгән пәқәт яхшилиқлар әмәс, яманлиқларниму қобул қилишим керәк дәп ойлиған. Аюп мундақ дегән: «Пәрвәрдигарниң [Йәһваниң] намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун»!— дегән (Аюп 1:20, 21; 2:9, 10). Гәрчә Аюп пәйғәмбәр мал-дуниясидин, балилиридин вә сағлам тәндин айрилған болсиму, йәнила Йәһваға болған садақәтмәнлигини сақлап қалған. Шәйтан буниң биләнла болди қилмиған.
8. Шәйтан Аюпқа қарши қандақ һийлә-микирдин пайдиланған?
8 Шәйтан йәнә бир һийлә-микирдин пайдиланған. У Аюпниң сахта үч достини ишлитип, униң нам-абройини чүшүрүшкә урунған. Әшу кишиләр Аюп көп хата ишларни қилғачқа қаттиқ азап-оқубәт чекиватиду дегән еди (Аюп 22:5—9). Улар Аюпни у мәйли қанчилик көп қетим яхши ишларни қилған болсун, Худа униң көрсәткән тиришчанлиғиға пәрва қилмайду дәп ишинишкә қайил қилишқа урунған (Аюп 4:18; 22:2, 3; 25:4). Әслидә, әшу кишиләр Аюпқа шундақ дегән еди: Худа сени сөймәйду. Саңа көңүл бөлмәйду вә қилған ибадәтлириң Худаниң нәзәридә һечнемигә әрзимәс. Уларниң сөзлирини аңлап, бәлки, Аюп өзини үмүтсиз һис қилған.
9. Аюп пәйғәмбәрниң батур вә җасарәтлик болушиға немә ярдәм бәргән?
9 Мундақ бир вәзийәтни көз алдиңизға кәлтүрүң. Аюп күлниң арисида олтирип, давамлиқ азап-оқубәт чекиватиду (Аюп 2:8). Униң үч сахта дости уни яман иш қилдиң дәп тохтимай валақлап, униң нам-абройиға дағ тәккүзүш үчүн һуҗум қиливатиду. Сөйүмлүк балилиридин айрилип қалған Аюпқа синақлар еғир жүктәк болуп, қаттиқ қайғу-һәсрәт чекиватиду. Дәсләптә Аюп җимҗит сөз қилмай олтириду (Аюп 2:13—3:1). Үч сахта дости Аюпниң җимҗит олтарғанлиғини Яратқучисидин үз өргәнлиги дәп қарайду. Лекин улар хаталашқан еди. Чүнки бир вақитта Аюп бешини көтүрүп, үч сахта достиға қарап, мундақ дегән: «Өлгичә өзәмниң әйипсиз екәнлигимдә чиң туримән» (Аюп 27:5, ҺЗ). Аюп пәйғәмбәрниң шунчә көп азап-оқубәтлиригә қаримай батур вә җасарәтлик болушиға немә ярдәм бәргән? У һәтта чүшкүнлүккә чүшкән болсиму, көйүмчан Худаниң уни бу азап-оқубәтләрдин қутқузидиғанлиғиға ишәнч қилип, һәргизму үмүт үзмигән. Аюп өлүп кәткән һаләттиму, Йәһвани уни тирилдүридиғанлиғини билгән (Аюп 14:13—15).
АЮПНИҢ ҮЛГИСИДИН НЕМИНИ ҮГИНӘЛӘЙМИЗ?
10. Аюпниң мисалидин немигә үгәндуқ?
10 Аюпниң мисалидин шуни үгәндуқки, Шәйтан бизни Йәһва Худадин ваз кечишкә мәҗбурлалмайду вә Яратқучимиз һәр биримизниң вәзийитимизни убдан билиду. Аюпниң баштин өткүзгәнлири йәнә муһим бир ишни техиму яхширақ чүшинишимизгә ярдәм бериду. Аюпниң мисалидин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилип бақайли.
11. Йәһваға давамлиқ үмүт бағлисақ, немигә ишәнчимиз камил болиду? (Яқуп 4:7)
11 Аюпниң мисали шуни ениқ көрсәттики, давамлиқ Йәһва Худаға үмүт бағлисақ, һәрқандақ синақларға сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ берәләймиз. Нәтиҗидә Муқәддәс Язмиларда йезилғандәк, Иблис биздин қачиду (Яқуп 4:7ни оқуң).
12. Аюпниң тирилишкә болған үмити униңға қандақ күч бәргән?
12 Биз тирилиш үмитигә қәтъий ишинишимиз керәк. Алдинқи мақалидә үгинип өткинимиздәк, Йәһваға болған садақәтмәнлигимиздин ваз кәчтүрүш үчүн Шәйтан өлүм қорқунучиси билән бизгә һуҗум қилиду. Шәйтан һәтта шундақ җар салған: Аюп өз җенини сақлаш үчүн һәммә ишни қилиду, һәтта Йәһва Худаға хизмәт қилиштин тохтайду. Амма Шәйтан хаталашқан еди. Һәтта Аюп өлүп кетидиған болдум дәп ойлиған болсиму, у Йәһваға садиқ болуп қалған. Аюп Йәһваниң рәһим-шәпқәтлик Худа екәнлигигә ишәнгән вә бир күни һәммә ишларни өз йолиға селип, адаләтни орнитидиғанлиғиға үмүт бағлиған. Булар Аюниң синақларға бәрдашлиқ беришигә ярдәм бәргән. Аюп һаят вақтида шу күнни көрәлмисә Йәһва келәчәктә чоқум уни тирилдүридиғанлиғиға ишәнгән. Аюп тирилиш үмитигә һәқиқәтән ишәнгән. Әгәр бизму бундақ күчлүк үмүт бағлисақ, һәтта өлүм тәһдидиму бизни садақәтмәнлигимиздин ваз кәчтүрәлмәйду.
13. Немә үчүн биз Шәйтанниң Аюпқа қарши қолланған һийлә-микирлиригә диққәт қилишимиз керәк?
13 Биз чоқум Шәйтанниң Аюпқа қарши қолланған һийлә-микирлиригә диққәт қилишимиз керәк. Чүнки Шәйтан бүгүнки күндиму охшаш һийлә-микирләрни қоллиниду. Шәйтан қандақ әйипләшни оттуриға чиқарғанлиғиға диққәт қилиң. У: «Һәр адәм [пәқәт Аюп әмәс] өз җенини дәп... һәтта һәммә немисиниму беришкә тәйярдур»,— дегән (Аюп 2:4, 5). Әслидә Шәйтан бу сөзлири арқилиқ бизни Йәһва Худани сөймәйду, әгәр һаяти хәвп-хәтәргә дуч кәлсә, җенини сақлап қелиш үчүн һәтта Униңдин ваз кечип кетиду дәп җакалиған еди. Униңдин башқа, Шәйтан Йәһвани бизни яхши көрмәйду вә Уни хурсән қилиш үчүн көрсәткән тиришчанлиғимизни пәрва қилмайду дәп җар салиду. Бу һәққидә алдин-ала агаһландурулған екәнмиз, Йәһваға мәһкәм үмүт бағлисақ, Шәйтанниң ялғанчилиқлириға алданмаймиз.
14. Синақлар өз-өзүмизни чүшинишимизгә қандақ ярдәм бериду? Мисал кәлтүрүң.
14 Биз синақларни өз-өзүмизни чүшинишниң пурсити дәп қаришимиз керәк. Аюп дуч кәлгән синақлар униңға өз аҗизлиқлирини көрүп йетип, уларни түзитишигә ярдәм бәргән. Мәсилән, у техиму кәмтәр болуш үчүн өзиниң өзгәртишниң зөрүрлигини тонуп йәткән (Аюп 42:3). Бизму синақларға дуч кәлгәндә, өзүмизни техиму чоңқурирақ чүшинәләймиз. Тән-саламәтлиги начар болушиға қаримай түрмигә ташланған Николай c исимлиқ бурадәр мундақ дәйду: «Түрмидә болған вақтим өз миҗәз-хулқум тоғрилиқ ойлинип, өзүмни қайси җәһәтләрдә өзгәртишимниң зөрүрлигини көрүп йетишимгә көп ярдәм бәрди». Өз аҗизлиқлиримизни көрүп йәткәндин кейинла, уларни түзитиш үчүн һәрикәт қилалаймиз.
15. Биз кимниң сөзигә қулақ селишимиз керәк вә немә үчүн?
15 Биз дүшмәнлиримизниң әмәс, Яратқучимиз Йәһваниң сөзигә қулақ селишимиз керәк. Худа Аюпқа сөзлигәндә, у көңүл қоюп диққәт билән тиңшиған. Йәһва Аюпниң чоңқур ой-пикир жүргүзүп ойлинишиға ярдәм беридиған соалларни қойған. Худа әмәлийәттә шундақ дегән еди: Мән барчә каинатни яраттим, күч-қудритимни көрмидиңму? Сән баштин өткүзгәнләрниң һәммисидин хәвирим бар. Мән саңа көңүл бөлмәй қалармәнму? Аюп Йәһваниң меһир-шәпқитигә чоңқур миннәтдарлиқ билдүрүп кәмтәрлик билән җавап қайтурған. У мундақ дегән: «Мән қулиқим арқилиқ хәвириңни аңлиғанмән, бирақ һазир көзүм Сени көриватиду» (Аюп 42:5). Бу сөзләрни ейтқанда Аюп техиғичә күл арисида олтарған, бәдәнлирини җараһәтләр қаплап кәткән, өлүп кәткән балилири үчүн һелиһәм һәсрәт чекиватқан еди. Шундақ болсиму, Аюп Йәһваниң өзини сөйидиғанлиғини вә униңдин мәмнун екәнлигини һис қилған (Аюп 42:7, 8).
16. Йәшая 49:15, 16-айәтлиригә асасланғанда, синақларға дуч кәлгәндә немини әстә тутушимиз керәк?
16 Бүгүнки күндә охшашла бәзидә бизни һақарәтлиши вә һечнемигә әрзимәс адәмдәк муамилә қилиши мүмкин. Улар бизгә яки тәшкилатимизға төһмәт қилип, нам-абройимизға һуҗум қилишқа урунуши мүмкин (Мәт. 5:11). Аюп пәйғәмбәрниң мисалидин шуни көрәләймизки, еғир синақларға дуч кәлгинимиздә Йәһва Униңға садиқ болуп қалидиғанлиғимизға ишиниду. Униң бизгә болған сөйгү-муһәббити бәк чоңқур. У Өзигә үмүт бағлиғанларни һечқачан ташлимайду (Йәшая 49:15, 16ни оқуң). Худаниң дүшмәнлириниң төһмитигә пәрва қилмаң! Аилиси еғир синақларға дуч кәлгән Туркиядә яшаватқан Джеймс мундақ деди: «Биз Худа хәлқи тоғрисидики ялған гәп-сөзләрни аңлаш кишини бәк чүшкинләштуридиғанлиғини чүшинип йәттуқ. Шуңа диққитимизни Худа Падишалиғиға болған үмүтимизгә вә қизғинлиқ билән Йәһва Худаға хизмәт қилишқа қараттуқ. Нәтиҗидә, биз хошаллиқни сақлап қалалидуқ». Худди Аюпқа охшаш биз Йәһваниң сөзигә қулақ селишимиз керәк. Шундақла дүшмәнләрниң ялғанчилиқлири бизни үмүтимиздин ваз кәчтүрәлмәйду!
ҮМҮТИҢИЗ СИЗГӘ КҮЧ БЕРИДУ
17. Ибранийларға 11-бапта тилға елинған садиқ әр вә аяллардин немиләрни үгинәләйсиз?
17 Худаниң нурғун хизмәтчилири җасарәт вә батурлуқ билән еғир синақларға бәрдашлиқ бәргән. Аюп шуларниң арисидики бири. Әлчи Паул Ибранийларға язған хетидә бу хизмәтчиләрни чоң бир гувачилар булути дәп атиған (Ибр. 12:1). Уларниң һәммиси қаттиқ синақлардин өткән вә өмүр бойи Худаға садиқ болуп қалған (Ибр. 11:36—40). Уларниң көрсәткән сәвир-тақити вә әҗир-меһнити бекарға кәткәнму? Наһайити ениқки, яқ! Гәрчә улар Худаниң вәдилириниң әмәлгә ешишини өз көзи билән көрмигән болсиму, Йәһваға давамлиқ үмүт бағлиған. Улар Йәһваниң улардин хурсән екәнлигини билгән. Шуңа вәдиләрниң әмәлгә ашурилидиғанлиғиға қәтъий ишәнгән (Ибр. 11:4, 5). Бизму уларни үлгә қилип, давамлиқ Йәһваға мәһкәм үмүт бағлайли.
18. Сиз немигә бәл бағлидиңиз? (Ибранийларға 11:6)
18 Дуния барғансири техиму рәзиллишип кетиватиду (Тим. 2-х. 3:13). Шәйтан болса Худаға хизмәт қилидиған кишиләрни синашни давамлаштуриватиду. Келәчәктә қандақ синақларни баштин өткүзүшимиздин қәтъийнәзәр, тирик Худаға мәһкәм үмүт бағлап, Униңға хизмәт қилишқа бар күчимизни чиқиришқа қәтъий бәл бағлайли (Тим. 1-х. 4:10). Есиңиздә болсунки, Йәһва Аюп пәйғәмбәргә Өзиниң «меһир-шәпқәтлик вә рәһимдил Худа» екәнлигини испатлиған (Яқуп 5:11, ЙД). Ундақта, бизму Аюптәк «Уни [Йәһвани] әстаидил издигәнләрни У мукапатлайдиғиниға» ишәнч қилип, Яратқучимизға садиқ болуп қалайли (Ибранийларға 11:6ни оқуң).
49-НАХША Йәһва — бизниң панагаһимиз
a Еғир синақларни баштин өткүзгән киши һәққидә ойлиғинимизда, Аюп пәйғәмбәрниң үлгиси есимизгә чүшиду. Бу садиқ кишиниң баштин өткүзгәнлиридин немини үгинәләймиз? Шәйтанниң бизни Йәһва Худадин ваз кечишкә мәҗбурлалмайдиғанлиғини үгинимиз. Биз йәнә Йәһваниң әһвалимизни убдан билидиғанлиғини үгинимиз. Худа Аюп учриған синақларни тохтатқандәк, һаман бир күни чоқум барлиқ азап-оқубәтлиримизни тохтитиду. Йәһваниң буларни әмәлгә ашуридиғанлиғиға пүтүнләй ишәнч қилидиғанлиғимизни иш-һәрикәтлиримиз билән көрсәтсәк, Йәһваға үмүт бағлап, Уни тәлмүрүп күткән кишиләрниң бири екәнлигимизни көрситимиз.
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Адәттә үмүт дегән ибраний сөзи бир нәрсини төрт көз билән тәлмүрүп күтүшни билдүриду. Шундақла бу сөз бирсигә ишәнч қилиш вә тайинишни билдүриду (Зәб. 25:2, 3; 62:5 [24:2, 3; 61:6]).
c Бәзи исимлар өзгәртилгән.