Сиз биләмсиз?
Римлиқлар, Әйсаға охшаш түврүккә миқлинип өлтүрүлгәнләрниң адәттикидәк дәпнә қилинишиға рухсәт бәргәнму?
КӨПЛИГӘН адәмләр Әйсаниң икки җинайәтчи оттурисида түврүккә миқлинип өлтүрүлгәнлигини һәққидә аңлиған (Мәт. 27:35—38). Лекин бәзиләр Муқәддәс китапта Әйсаниң җәсиди дәпнә қилишқа тәйярлинип, қәбиргә қоюлғанлиғи һәққидә баянларниң тоғрилиғиға ишәнмәйду (Марк 15:42—46).
Муқәддәс китапни тәнқит қилғучилардин бәзилири өлүм җазаси иҗра қилинған кишиләрни адәттикидәк дәпнә қилишқа, мәсилән қәбиргә йәрләшкә рухсәт қилинғанлиғидин гуманлиниду. Әксичә, улар җинайәтчи сүпитидә өлтүрүлгәнләрниң җәсиди башқичә бир тәрәп қилинғанлиғиға ишинишиду. Ариел Сабар исимлиқ журналист «Smithsonian» тәтқиқат орниниң журналида бәзиләрниң немә үчүн шундақ бир көзқарашта екәнлигини мундақ дәп чүшәндүргән: «Түврүккә миқлаш җәмийәттики әң вәһший җинайәтчиләргә берилгән җаза еди. Шуңа бәзи мутәхәссисләр римлиқларниң түврүккә миқлинип өлтүрүлгәнләрниң җәсидини адәттикидәк дәпнә қилишқа рухсәт қилиши һәргизму мүмкин әмәс дәп қарайду». Римлиқлар өлүм җазасиға һөкүм қилинған җинайәтләрни әң күчлүк номус һис қилдуридиған усулда һақарәтлик муамилә қилишқа урунған. Шуңа улар җинайәтчиләрниң җәсәтлирини жиртқуч һайванатларға йәм қилиш үчүн түврүктә қалдурған. Шуниңдин кейин, җәсәтлириниң қалдуқлирини җәсәтләр догиланған ортақ бир қәбиргә ташланған.
Лекин археологлар шуни байқиғанки, өлтүрүлгән бәзи йәһудийларниң җәсәтлири шундақ бир тәрәп қилинмиған. 1968-жили, биринчи әсирдә өлтүрүлгән бир кишиниң җәсидиниң қалдуқ сүйәклири тепилған. Улар Йерусалимға йеқин бир җайдики бир йәһудий аилисигә тәвә болған қәбирдин тепилған. Әшу қалдуқ сүйәкләр мәхсус җәсәт сүйәклири сақлинидиған сандуқта еди. Шуларниң арисида бир тапан сүйиги бар болуп, бу сүйәк 11.5 сантиметр узунлуқтики төмүр миқ билән яғач тахтайға миқланған һаләттә еди. Ариел Сабар мундақ язған: «Йәһоханан исимлиқ кишигә тәвә тапан сүйиги, Әйсаниң җәсиди қәбиргә дәпнә қилинғанлиғи һәққидә узундин-узунға созулған таллаш-тартишларни һәл қилишқа ярдәм бәрди. Бу Йәһохананниң тапан сүйиги Әйсаниң заманида римлиқларниң түврүккә миқланған бир йәһудийни адәттикидәк қәбиргә йәрләшкә рухсәт қилғанлиғини көрситиду».
Бу тепилған тапан сүйәккә асаслинип, кишиләр һазирғичә Әйсаниң түврүккә қандақ һаләттә миқланғанлиғи һәққидә һәр түрлүк көзқарашта болушмақта. Лекин шуни ишәнч билән ейтишқа болидуки, бәзи өлүм җазасиға һөкүм қилинған җинайәтчиләрниң җәсәтлири, җәсәтләр догиланған ортақ бир қәбригә ташланмай, адәттикидәк қәбригә дәпнә қилинған. Демәк, ениқ көрүвелишқа болидуки, Муқәддәс китапта Әйсаниң җәсиди қәбиргә қоюлуп, адәттикидәк дәпнә қилинғанлиғи һәққидики баянлар ишәнчиликтур вә тепилған дәлил-испатларму буни қоллап-қувәтләйду.
Әң муһими, Әйса Мәсиһ бай кишиниң қәбригә дәпнә қилинидиғанлиғи алдин-ала бәшарәт қилинған. Һәмдә Худаниң сөзлириниң әмәлгә ешишиға һечнәрсә тосқунлуқ қилалмайду (Йәшая 53:9; 55:11).