Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

22-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Давамлиқ «Муқәддәс йол» билән жүрүңлар

Давамлиқ «Муқәддәс йол» билән жүрүңлар

«Йоған түзләңгән йол болуп, У Муқәддәс йоли» (ЙӘШАЯ 35:8).

26-НАХША Рәб Йәһ билән жүр

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Бабилда яшиған йәһудийлар үчүн қандақ муһим қарарни чиқиришқа тоғра кәлгән? (Әзра 1:2—4)

 ПАДИША шундақ бир елан җакалиған еди. Тәхминән 70 жил Бабилда әсирликтә яшиған йәһудийлар өз жути Исраилға қайтип кетиши үчүн азат қилинди (Әзра 1:2—4ни оқуң). Буни пәқәт Йәһва Худала әмәлгә ашуралиған. Чүнки бабиллиқлар адәттә әсиргә алған кишиләрни қоюп бәрмигән (Йәшая 14:4, 17). Лекин Бабил ағдурулуп, йеңи һөкүмран йәһудийларниң бу дөләттин кетишигә рухсәт қилғанлиғи ейтилған. Нәтиҗидә, һәрбир йәһудий, болупму аилә башлиқлириниң бир қарар чиқиришиға тоғра кәлгән: Бабилдин кетиш яки шу йәрдә қелип яшаш. Бәлким, бу қарарни чиқириш асанға чүшмигән. Немә үчүн?

2 Яшанған кишиләрниң бу узун сәпәрни қилиши асан әмәс еди. Йәнә нурғун йәһудийлар Бабилда туғулғачқа, бу улар үчүн бирдин-бир тонуш жут болуп, Исраил зимини ата-бовилириниң жути еди. Қаримаққа, бәзи йәһудийлар Бабилда наһайити бейип утуқ қазанған. Шуңа, улар азадә өйлири яки сода-сетиқ тиҗарәтлирини ташлап, натонуш бир йәргә берип, маканлишишни қийин көргән болуши мүмкин.

3. Исраил зиминиға қайтидиған садиқ йәһудийларни қандақ бәрикәтләр күтүвататти?

3 Садиқ йәһудийларниң нәзәридә, Исраил зиминиға қайтишниң пайдиси һәрқандақ қурбанлиқни бериштин көп әвзәл еди. Улар үчүн әң чоң бәрикәт — қайта пак ибадәтни әслигә кәлтүрүш еди. Гәрчә Бабил шәһиридә 50тин көпирәк ғәйри илаһларниң ибадәтханилири бар болсиму, амма шәһәрдә Йәһваниң ибадәтханиси йоқ еди. Исраиллар Муса пәйғәмбәрниң қанунида тәләп қилинған қурбанлиқларни сунуш үчүн нә қурбангаһ, нә роһанийларму йоқ еди. Униңдин башқа, Исраил хәлқи Йәһва вә Униң өлчәмлирини һөрмәтлимәйдиған ғәйри илаһларға ибадәт қилғучиларниң арисида яшатти. Шуңа, Худани сөйидиған миңлиған йәһудийлар жутиға қайтип, пак ибадәтни әслигә кәлтүрүшкә тәқәза болған.

4. Йәһва Исраилға қайтидиған йәһудийлар үчүн қандақ ярдәм беридиғанлиғини вәдә қилған?

4 Бабилдин Исраилға бериш үчүн тәхминән төрт ай мүшкүл сәпәр қилиш керәк еди. Амма Йәһва Худа уларниң қайтип кетишигә тосқунлуқ қилидиған һәрқандақ тосалғуларни йоқ қилидиғанлиғиға вәдә бәргән. Йәшая пәйғәмбәр мундақ язған: «Йәһва үчүн йолни тазилаңлар! Тәңримиз үчүн җәзиридә уттур йолни тәйярлаңлар... Тағ билән дөң пәсәйсун. Һәрхил егиз йәр төвәнләп, оңғул-доңғул җайлар җөндәлсун» (Йәшая 40:3, 4). Чөлләрни вә тағ җилғидики түзләңликләрни кесип өтидиған чоң бир йолни тәсәввур қилип көрүң. Мошундақ йолда сәпәр қилиш кишини хошал қилиду. Чүнки егиз-пәс тағ йолида җилғиларда меңишқа қариғанда, түп-түз чоң йолда сәпәр қилиш асанирақ вә тезирақ болиду.

5. Бабил билән Исраил арисидики көчмә мәнадики чоң йолға қандақ исим қоюлған?

5 Бүгүнки күндә удул мәнадики чоң йолларға исим қоюлған яки уларниң номерлири бар. Йәшая язған көчмә мәнадики чоң йолниң һәм шундақ исми бар. Айәттин шуни оқалаймиз: «У йәрдә йоған түзләңгән йол болуп, у Муқәддәс йоли дәп атилиду. Униңда һечбир напак киши маңмайду» (Йәшая 35:8). Бу вәдә шу заманидики исраиллар үчүн немини билдүргән? Бүгүн биз үчүн немини билдүриду?

ӨТМҮШТИКИ ВӘ ҺАЗИРҚИ «МУҚӘДДӘС ЙОЛ»

6. Немә үчүн бу йол муқәддәс дәп аталған?

6 «Муқәддәс йол» — бу чоң йол үчүн берилгән һәқиқәтән гөзәл бир исим. Немә үчүн бу йол муқәддәс дәп аталған? Чүнки әслигә кәлтүрүлгән Исраил хәлқи арисида напак адәм болушиға, йәни җинсий әхлақсизлиқ қилғучи, бутпәрәс яки башқа еғир гуналарни қилғучиларға орун йоқ еди. Шу жутиға қайтип кәлгән йәһудийлар Худа үчүн муқәддәс бир хәлиқ болатти (Қ. шәр. 7:6). Бу Бабилдин айрилип жутиға қайтқан йәһудийлар һечқандақ өзгәртишләрни қилмисиму, давамлиқ Йәһваниң қобул қилишиға еришидиғанлиғини билдүрмигән.

7. Бәзи йәһудийлар қандақ өзгәртишләрни қилиши керәк еди? Мисал кәлтүрүң.

7 Жуқурида көрүп өткинимиздәк, йәһудийларниң көпинчиси Бабилда туғулған вә нурғун кишиләр бабиллиқларниң ой-пикир қилиш усули вә дуния қаришини өзигә сиңдүргән еди. Биринчи бир топ йәһудийлар Исраил зиминиға қайтип келип, нәччә он жилдин кейин Әзра пәйғәмбәр бәзи йәһудийларниң бутпәрәс аяллар билән той қилғанлиғини билгән (Чиқ. 34:15, 16; Әзра 9:1, 2). Кейинирәк валий Нәһәмия йәнә Исраилда туғулған балиларниң ибранийчә сөзләшни үгәнмигәнлигини көрүп, чөчигән еди (Қ. шәр. 6:6, 7; Нәһ. 13:23, 24). Әгәр улар Худаниң сөзлири йезилған ибраний тилни чүшәнмисә, қандақму Йәһвани сөйүп, Униңға ибадәт қилишни үгинәләйду?! (Әзра 10:3, 44). Шуңа, йәһудийлар зөрүр өзгәртишләрни қилиши керәк еди. Исраил зиминида аста-аста пак ибадәтниң әслигә кәлтүрүшигә әгишип, хәлиқниң шу өзгәртишләрни қилиши техиму асанирақ болатти (Нәһ. 8:8, 9).

1919-жилдин башлап, миллионлиған әрләр, аяллар вә балилар Бүйүк Бабилдин чиқип, «Муқәддәс йолда» меңишни башлиған (8-абзациға қараң.)

8. Немишкә шунчә узун жиллар илгири йүз бәргән ишлар бүгүнки күндә биз үчүн чоң әһмийәткә егә? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

8 Шунчә узун жиллар илгири йәһудийлар бешидин өткүзгән шу ишларниң бүгүнки күндә биз үчүн әһмийити барму? Әлвәттә бар. Чүнки қиливатқан ишлиримизни «Муқәддәс йолида» сәпәр қилишқа селиштурушқа болиду. Мәйли биз Мәсиһ қилинған топқа яки башқа қойлар топиға тәвә болайли, давамлиқ «Муқәддәс йолида» жүрүшимиз керәк. Чүнки У бизни кәлгүсидә Падишалиқ елип келидиған бәрикәтләргә йетәкләйду b (Йоһ. 10:16). 1919-жилдин буян миллионлиған әр-аяллар вә балилар Бүйүк Бабилдин, йәни дунияниң сахта дин империясидин айрилип, көчмә мәнадики «Муқәддәс йол» билән сәпәр қилишқа башлиди. Бәлким, сизму мошу йолда кетиватисиз. Гәрчә бу йол тәхминән йүз жил авал ечилған болсиму, бу йолни тәйярлаш иши нәччә әсир илгири башланған.

ЙОЛ ТӘЙЯРЛАШ

9. Йәшая 57:14-айәт «Муқәддәс йол» қандақ тәйярланғанлиғи һәққидә немә дәйду?

9 Йәһудийлар Бабилдин айрилғанда, Йәһва уларниң йолидики тосалғуларни йоқ қилидиғанлиғини вәдә қилған (Йәшая 57:14ни оқуң). Ундақта һазирқи күндики «Муқәддәслик йолчу»? 1919-жилидин нәччә йүз жил авал Йәһва Өзидин әйминидиған кишиләрни қоллинип, башқиларниң Бүйүк Бабилдин чиқишиға ярдәм бәргән (Йәшая 40:3ни селиштуруң). Улар зөрүр болған көчмә мәнадики йол тәйярлаш ишини қилған. Нәтиҗидә, сәмимий жүрәклик кишиләрниң Бүйүк Бабилдин айрилип, Йәһва әслигә кәлтүрүватқан пак ибадәткә, йәни роһий җәннәткә киришигә имканийәт яритилған. Йол тәйярлаш немиләрни өз ичигә алиду? Аллиқачан орунланған бир қисим тәйярлиқ ишлирини көрүп бақайли.

Әсирләр давамида Худадин әйминидиған кишиләр Бүйүк Бабилдин чиқидиған йолни тәйярлашқа ярдәм бәргән (10—11 абзацларға қараң)

10, 11. Басма вә тәрҗимә ишлири Муқәддәс китаптики билимләрниң техиму кәң тарқилишиға қандақ һәссә қошқан? (Рәсимгиму қараң.)

10 Басма ишлири. 1450-жиллириғичә Муқәддәс китап қолда көчүрүлгән еди. Бундақ қилиш үчүн бәк көп вақит кетәтти. Шуңа, Муқәддәс китапниң қолда көчүрүп көпәйтилгән нусхиси интайин аз һәм қиммәт баһалиқ еди. Амма басма машиниси ойлап чиқирилғандин кейин, Муқәддәс китапни бесип тарқитиш ишлири техиму асан болған.

11 Тәрҗимә ишлири. Әсирләрдин буян Муқәддәс китап асаслиғи латин йезиғида бар еди. Уни пәқәт оқумушлуқ кишиләрла чүшинәләтти. Басма ишлири кәң умумлашқандин кейин, Худадин әйминидиған кишиләр Муқәддәс китапни адәттә сөзлишидиған тилларға тәрҗимә қилиш хизмитигә техиму көңүл бөлгән. Һазир Муқәддәс китапни оқуйдиғанлар өзлириниң диний устазлири тәрипидин үгитилгән тәлимләрни Муқәддәс китапта йезилғанлар билән селиштуруп оқалайду.

Худадин әйминидиған кишиләр Бүйүк Бабилдин чиқидиған йолни тәйярлашқа ярдәм бәргән (12—14 абзацларға қараң) c

12, 13. Муқәддәс китап тәтқиқатчилири 19-әсирниң бешида сахта диний тәлимләрни ашкарилашқа башлиғанлиғини бир мисал билән чүшәндүрүң.

12 Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш қураллири. Муқәддәс китапни әстаидил тәтқиқ қилғучилар Худаниң Сөзини оқуп, нурғун нәрсиләрни үгәнгән. Улар үгәнгәнлирини башқилар билән ортақлашқанда, диний рәһбәрләр аччиқланған. Мәсилән, 19-әсирдә бир топ сәмимий кишиләр чиркониң ялған диний тәлимлирини ашкарилайдиған варақчиларни бесип тарқитишқа башлиған.

13 Худадин әйминидиған Генри Гру исимлиқ бир киши тәхминән 1835-жили өлгәнләрниң әһвали муһакимә қилинған бир варақчини нәширдин чиқарған. Униңда көпинчә чирколарниң тәлимлиридин пәриқлиқ бир һәқиқәт оттуриға қоюлуп, өлмәслик туғулуш биләнла егә болудиған бир нәрсә әмәс, бәлки Худаниң һәдийәси екәнлигини айәтләр билән испатлап көрсәткән. 1837-жили Джордж Сторз поезға олтарғанда, әшу варақчини тепивалған. У уни оқуп, муһим бир һәқиқәтни тапқанлиғиға ишәнгән. Джордж Сторз үгәнгәнлирини башқилар билән ортақлишишни қарар қилған. 1842-жили у «Рәзил инсанларму мәңгү өлмәй яшамду?» дегән қизиқарлиқ мавзуда бир қатар нутуқларни ейтқан. Джордж Сторзниң язғанлири Чарлз Тейз Расселл исимлиқ бир яш жигиткә күчлүк тәсир қилған.

14. Расселл вә униң һәмралири илгири қилинған йол тәйярлаш ишлириниң қандақ пайдисини көргән?

14 Расселл бурадәр вә униң һәмралири илгири қилинған йол тәйярлаш ишлириниң пайдисини көргән. Улар тәтқиқ үгинишидә Муқәддәс китапниң түрлүк тәрҗимилири, сөзлүклири вә луғәтлиридин пайдиланған. Шуларниң һәммиси улар тәтқиқ үгинишни башлаштин бурун тәйяр еди. Шундақла улар Генри Гру, Джордж Сторз вә башқиларниң издиниш нәтиҗилиридин көп пайдиланған. Расселл бурадәр вә униң һәмралириму йол тәйярлаш ишиға өз һәссилирини қошуп, Муқәддәс китапқа асасланған нурғунлиған китаплар вә варақчиларни нәширдин чиқарған.

15. 1919-жили қандақ муһим өзгәртишләр йүз бәргән?

15 1919-жили Худаниң хәлқи Бүйүк Бабилниң контроллиғи астидин қутулған. Әшу жили садиқ вә әқил-парасәтлик қул өз ишлирини башлап, сәмимий кишиләрни «Муқәддәс йол» билән меңишқа йетәклигән (Мәт. 24:45—47). Өтмүштә йол тәйярлашқа қатнашқан садиқ кишиләр мошу чоң йолға қәдәм ташлиғанларниң Йәһва вә Униң мәхсәтлири һәққидә билим елишиға ярдәм бәргән (Пәнд н. 4:18). Нәтиҗидә, бу йолда маңғанлар һаятини Йәһваниң тәләплиригә мувапиқ маслаштурушқа башлиған. Йәһва Өз хәлқидин дәрһал барлиқ зөрүр өзгәртишләрни қилишни тәләп қилмиған еди. Әксичә, У аста-аста уларни тавлап пақлиған ( «Йәһва Худа Өз хәлқини аста-аста түзитиду» намлиқ рамкиға қараң). Һәрбир ишимизда Худайимизни хурсән қилалисақ, буниңдин интайин хошал болимиз! (Кол. 1:10)

«МУҚӘДДӘС ЙОЛ» ЙӘНИЛА ОЧУҚ

16. 1919-жилдин буян «Муқәддәс йолни» асраш хизмәтлири қандақ елип бериливатиду? (Йәшая 48:17; 60:17)

16 Йол яхши һаләттә туруши үчүн у дайим асрап турушқа муһтаҗ болиду. 1919-жилдин буян техиму көп кишиләрниң Бүйүк Бабилдин айрилиши үчүн «Муқәддәс йол» тәйярлаш иши давам қилиши керәк еди. Йеңидин тәйинләнгән «садиқ вә әқил-парасәтлик қул» хизмәткә киришкән вә 1921-жили йеңидин үгинишкә башлиғанларға ярдәм беридиған Муқәддәс китап тәтқиқ қураллирини нәширдин чиқарған. 36 тилда чиққан «Худаниң чилтари» намлиқ китап тәхминән 6 миллион парчигә йеқин тарқитилған. Нурғун кишиләр униңдин һәқиқәтни үгәнгән. Йеқинки мәзгилдә Муқәддәс китап үгинишни өткүзүш үчүн йеңидин «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китап нәширдин чиқти. Ахирқи заманниң күнлиридә Йәһва Өз тәшкилатидин пайдилинип, тохтимай роһий озуқлуқни тәминләп бериватиду. Бу һәммимизниң «Муқәддәс йол» билән давамлиқ меңишимизға ярдәм бериватиду (Йәшая 48:17; 60:17ни оқуң).

17, 18. «Муқәддәс йол» нәгә йетәкләйду?

17 Әгәр бир киши Муқәддәс китап үгинишини өткүзүшни қобул қилса, униңға «Муқәддәс йол» билән меңишқа қәдәм бесиш пурсити барлиғини ейталаймиз. Бәзиләр бу йолда азирақла меңип, кейин сәпәр қилиштин ваз кечиду. Башқилар өзи көзлигән мәнзилгә йәткичә давамлиқ сәпәр қилишни қәтъий қарар қилиду. Ундақта көзлигән мәнзил немә?

18 «Муқәддәс йол» асманда яшаш үмити барларни асмандики «Худаниң җәннитигә» йетәкләйду (Вәһ. 2:7). Йәр йүзидә яшаш үмүти барларни болса, бу йол 1000 жилниң ахирида мукәммәлликкә йетәкләйду. Йеңи дунияға йәтмигичә бу йолдин айрилмай, сәпириңизни ахирғичә давам қилиң. Сизниң бехәтәр сәпәр қилишиңизни чин көңлүмиздин үмүт қилимиз!

16-НАХША Жүгрәңлар Худаниң Шаһлиғиға!

a Йәһва Бабилдин Исраилға баридиған чоң йолни көчмә мәнада «Муқәддәс йол» дәп атиған. Бүгүнки күндиму Йәһва Өз хәлқигә шуниңға охшаш йолни тәйярлиған. Әлвәттә, 1919-жилдин башлап миллионлиған кишиләр Бүйүк Бабилдин айрилди вә «Муқәддәс йол» билән жүрүшкә башлиди. Һәммимиз ахирқи мәнзилимизгә йетиш үчүн чоқум мошу йолда меңишимиз керәк.

c СҮРӘТТӘ: Расселл бурадәр вә униң һәмралири өзлиридин илгирикиләр тәйярлиған Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш қураллирини ишләткән.