Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

19-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Вәһий китавиниң бүгүн сиз үчүн қандақ әһмийити бар?

Вәһий китавиниң бүгүн сиз үчүн қандақ әһмийити бар?

«Бу бешарәтни оқуп бәргүчи... бәхитликтур!» (ВӘҺ. 1:3).

5-НАХША Мәсиһ — бизниң үлгимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Вәһий китавиға қизиқишимиздики бир сәвәп немә?

 ИЛГИРИ бири сизни өзиниң сүрәтлири сақланған альбомини көрүшкә тәклип қилип баққанму? Сүрәтләргә қариғиниңизда, нурғунлиған натонуш чирайларни көрисиз. Амма бир сүрәт диққитиңизни көпирәк тартиду. Немә үчүн? Чүнки у сүрәттә сиз өзүңиз бар. Уни көргәндә, сүрәтниң қачан вә қәйәрдә тартилғанлиғини әсләшкә тиришисиз. Сиз йәнә сүрәттики башқиларни тонушқа тиришисиз. У сүрәт сиз үчүн алаһидә әһмийәткә егә.

2 Вәһий китави дәл әшу сүрәткә охшайду. Немә үчүн? Кам дегәндә икки сәвәп бар. Биринчи, Муқәддәс китапниң бу китави биз үчүн йезилған. Биз биринчи айәттә: «Өзиниң қуллириға йеқинда немә болудиғанлиғини көрситиш үчүн, Йоһанға Худа бәргән Әйса Мәсиһниң вәһийи» дегән сөзләр йезилған (Вәһ. 1:1). Демәк, бу китапта йезилғанлар барлиқ инсанлар үчүн әмәс, бәлки биз, йәни өзини Худаға беғишлиған хизмәткарлар үчүндур. Тәңриниң хәлқи болуш сүпитимиз билән, бу кишини җәлип қилидиған китаптики бәшарәтләрниң әмәлгә ешишиға қатнишиватқанлиғимиздин һәйран қалмаслиғимиз керәк. Башқичә ейтқанда, биз бу китапни оқуғанда, йәни сүрәтни көргәндә, өзүмизни тапалаймиз.

3, 4. Вәһий китавиға асасланғанда, шу бәшарәтләр қачан әмәлгә ашиду вә бу һәр биримизни немә қилишқа дәвәт қилиши керәк?

3 Иккинчи сәвәп, әшу бәшарәтләрниң әмәлгә ашидиған вақитни өз ичигә алиду. Яшанған әлчи Йоһан шу бәшарәтләрниң әмәлгә ашидиған вақтини тәкитләп: «Һакимдарниң күнидә болдум вә кәйнимдин карнәйниң үнидәк күчлүк бир авазни аңлидим» дегән еди (Вәһ. 1:10). Милади 96-жили, әлчи Йоһан язған Һакимдарниң күни, нурғун әсирләр өткәндин кейин башлинатти (Мәт. 25:14, 19; Луқа 19:12). Бирақ Муқәддәс китаптики бәшарәткә асасланғанда, шу күн 1914-жили Әйса Мәсиһ асманда падишалиқ тәхтидә олтарғанда башланди. Дәрһәқиқәт, биз һазир «Һакимдарниң күнидә» яшаватимиз.

4 Биз кишини һаяҗанға салидиған заманда яшаватқан екәнмиз, Вәһий 1:3-айәттә хатириләнгән меһир-муһәббәтлик нәсиһәт сөзлиригә бойсунушимиз керәк: «Бу бешарәтни оқуп бәргүчи вә униң сөзлирини аңлап, униңда йезилғанларға итаәт қилғучи бәхитликтур! Чүнки вәһийниң вақти йеқиндур». Дәрвәқә, биз бу вәһийни жуқури авазда оқуп, бәшарәтлик сөзләрни аңлап, шу аңлиғанлиримизға әмәл қилишимиз керәк. Биз әмәл қилишқа тегишлик бу сөзләрдин бәзилири қайсилар?

ЙӘҺВА ҚОБУЛ ҚИЛИДИҒАН УСУЛДА ИБАДӘТ ҚИЛИҢ

5. Йәһва қобул қилидиған усулда ибадәт қилишимизниң муһимлиғи Вәһий китавида қандақ тәкитләнгән?

5 Вәһий китавиниң биринчи бабидин башлап, Әйсаниң өз хәлқи арисидики җамаәтләрдә йүз бәргән ишларни бәш қолдәк ениқ билип турғанлиғини үгинимиз (Вәһ. 1:12—16, 20; 2:1). Әйса кичик Асиядики йәттә җамаәткә әвәткән хәтлиридә буни көрсәткән. У әшу әвәткән учурлар арқилиқ биринчи әсирдики етиқатчиларниң Йәһва қобул қилидиған усулда ибадәт қилиши үчүн ениқ көрсәтмә бәргән. Униңдин башқа, әшу учурлар бүгүнки күндики барлиқ Худа хизмәтчилири үчүнму пайдилиқ нәсиһәтләрдур. Буниңдин немини үгинәләймиз? Йетәкчимиз Әйса Мәсиһ, бизниң Худа билән болған мунасивитимизни убдан билиду. Биз Әйсаниң һимайиси астида. Һеч нәрсә униң көзидин қечип қутулалмайду. У бизниң Йәһваниң қобул қилишиға еришип, давамлиқ хошал болуш үчүн немә қилишимиз керәклигини билиду. У бизниң бүгүнки күндә бойсунушимиз үчүн қандақ көрсәтмиләрни бәргән?

6. а) Вәһий 2:3, 4-айәттә, Әйса Мәсиһ Әфәстики җамаәтниң қайси асасий мәсилисини көрситип өткән? ә) Биз буниңдин қандақ савақ алимиз?

6 Вәһий 2:3, 4ни оқуң. Биз Йәһваға болған тунҗа сөйгү-муһәббитимизни йоқитип қоймаслиғимиз керәк. Әйса Мәсиһ Әфәстики җамаәткә, уларниң сәвир-тақәт көрсәткәнлиги вә һәрхил қийинчилиқларға қаримай Йәһваға хизмәт қилишни давамлаштурғанлиғини тәкитлигән. Шундақ болсиму, улар дәсләпки қизғин сөйгү-муһәббитини йоқатқан. Шуңа улар йоқатқан әшу сөйгү-муһәббәтни қайта әслигә кәлтүрүши керәк еди, болмиса, уларниң ибадити қобул қилинматти. Худди шуниңға охшаш, бүгүнки күндә биз сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ берипла қалмай, йәнә башқиму ишларни қилишимиз керәк. Сәвир-тақәт көрситиш үчүн тоғра сәвәплиримиз болуши лазим. Яратқучимиз пәқәт немә қилишимизға әмәс, немә үчүн қилидиғанлиғимизғиму қизиқиду. Бизниң мәхсәт-муддийимиз Униң үчүн интайин муһим, чүнки У ибадәтлиримизниң Униңға болған чоңқур сөйгү-муһәббитимиз вә миннәтдарлиғимизға асаслинишини тәләп қилиду (Пәнд н. 16:2; Марк 12:29, 30).

7. а) Вәһий 3:1—3 айәтләрдә көрситилгәндәк, Сардистики җамаәтниң қандақ мәсилиси болған? ә) Биз немә қилишимиз керәк?

7 Вәһий 3:1—3ни оқуң. Биз давамлиқ һошияр вә ойғақ турушимиз керәк. Сардистики җамаәт әзалириниң башқичә мәсилиси бар еди. Гәрчә улар Худаға қизғин хизмәт қилған болсиму, һазир улар илгирикидәк хизмәт қилмайдиған болуп қалған. Шуңа Әйса уларға уйқуңларни ечиңлар дегән. Бу агаһландуруштин биз немини үгинимиз? Әлвәттә, Йәһва қилған хизмәтлиримизни унтуп қалмайду (Ибр. 6:10). Шундақтиму, Йәһваға өтмүштә хизмәт қилдуқ, һазир қилмисақму болиду дәп ойлимаслиғимиз лазим. Бәлким, бизниң илгирикидәк имканийитимиз көп болмаслиғи мүмкин, шундақтиму Һакимдаримизниң хизмити билән алдираш болуп, ахириғичә һошияр вә ойғақ турушимиз керәк (Кор. 1-х. 15:58; Мәт. 24:13; Марк 13:33).

8. Вәһий 3:15—17 айәтләрдики, Әйсаниң Лаодикиядики қериндашларға ейтқан сөзлиридин қандақ савақ алимиз?

8 Вәһий 3:15—17ни оқуң. Чоқум қизғин вә чин қәлбимиздин ибадәт қилишимиз керәк. Әйсаниң Лаодикиядики җамаәткә қилған сөзидә башқа бир мәсилини көрсәткән. Улар ибадәттә илман судәк еди. Улар етиқатта соғақму әмәс, қизғинму әмәс болғачқа, Әйса уларни бечарә, ечинишлиқ һаләттә дегән. Улар Йәһваға вә Униңға ибадәт қилишта оттәк қизғинлиқни көрситиши керәк еди (Вәһ. 3:19). Бу сөзләрдин биз немини үгинимиз? Әгәр қизғинлиғимизни йоқитип, илгирикидәк оттәк қизғинлиғимиз болмиса, чоқум Йәһва вә Униң тәшкилати тәминләп бәргән барлиқ роһий озуқлуқ үчүн техиму көпирәк миннәтдар болушимиз керәк (Вәһ. 3:18). Биз һазир раһәт турмушни қоғлишип, Йәһваға ибадәт қилишни иккинчи орунға қоюп қоюштин қәтъий сақлинишимиз лазим.

9. Әйса Мәсиһ Пәргам вә Тиятирадики етиқатчиларға йоллиған учурида тәкитләнгәндәк, биз қандақ хәтәрдин сақлинишимиз керәк?

9 Биз һәқиқәттин үз өргәнләрниң тәлимлирини рәт қилишимиз керәк. Пәргамдики етиқатчилар арисида қутратқулуқ қилип, мәзһәпләргә бөлүнүшни тәшвиқ қилған бәзи кишиләрни Әйса Мәсиһ әйипләнгән еди (Вәһ. 2:14—16). Тиятирадики Шәйтанниң аталмиш чоңқур сирлиридин жирақ турғанларни махтап, уларға һәқиқәтни чиң сақлаңлар дәп мәдәт бәргән (Вәһ. 2:24—26). Сахта тәлимләргә әгишишкә башлиған имани аҗиз етиқатчилар товва қилиши керәк еди. Биз бүгүнки күндә буниңдин немини үгинимиз? Биз чоқум Йәһваниң көзқарашлириға зит һәрқандақ тәлимләрни рәт қилишимиз керәк. Һәқиқәттин үз өргүчиләр, бәлким, Худаға садиқ қияпәткә киривалсиму, уларниң иш-һәрикәтлири сахтипәзлигини ашкарә қилиду (Тим. 2-х. 3:5). Әгәр Худа Сөзини дайим тиришип тәтқиқ қилсақ, ялған тәлимләрни асанирақ пәриқләндүрүп, уларни рәт қилимиз (Тим. 2-х. 3:14—17; Йәһ. 3, 4).

10. Әйсаниң Пәргам вә Тиятирадики җамаәтләргә ейтқанлиридин йәнә қандақ савақ алалаймиз?

10 Биз һәрқандақ шәкилдики әхлақсизлиқни рәт қилишимиз вә униңға кәң қосақлиқ қилмаслиғимиз керәк. Пәргам вә Тиятирада йәнә бир мәсилә бар еди. Әйса Мәсиһ әшу җамаәтләрдики бәзи кишиләрни әхлақсизлиқни рәт қилмиғанлиғини әйиплигән (Вәһ. 2:14, 20). Биз буниңдин қандақ савақ алимиз? Мәйли қанчә узун жил Худаға хизмәт қилған болайли вә һазир көп мәсъулийәтләрни үстимизгә алған болайли, Йәһвадин әхлақсизлиқ қилмишимизға кәң қосақлиқ қилишини үмүт қилалмаймиз (Сам. 1-яз. 15:22; Пет. 1-х. 2:16). Дунияниң өлчәмлири қанчилик яман болушидин қәтъийнәзәр, Яратқучимиз биздин Униң жуқури өлчәмлиригә мас яшишимизни тәләп қилиду (Әфәс. 6:11—13).

11. Һазирғичә немиләрни үгәндуқ? (« Бүгүнки күндә биз немиләрни үгәндуқ» дегән рамкиға қараң.)

11 Һазирғичә үгәнгәнлиримиздин немини йәкүнләп чиқалаймиз? Йәһваниң ибадәтлиримизни қобул қилишиға чоқум капаләтлик қилишимизниң лазимлиғини көрүп йәттуқ. Әгәр биз ибадитимизниң қобул қилинишиға тосқунлуқ қилидиған бир ишни қиливатқан болсақ, дәрһал тоғра иш қилиш үчүн һәрикәт қилишимиз лазим. Шундила Йәһваниң қобул қилишиға еришәләймиз (Вәһ. 2:5, 16; 3:3, 16). Бирақ Әйса Мәсиһ җамаәтләргә әвәткән учурларда йәнә башқа бир нәрсини тилға алған еди. У немә?

ЗИЯНКӘШЛИККӘ БӘРДАШЛИҚ БЕРИШКӘ ТӘЙЯР ТУРУҢ

Шәйтан асмандин қоғланғандин кейин, Худаниң хәлқигә қандақ һуҗум қилип келиватиду? (12—16 абзацларға қараң)

12. Әйса Мәсиһниң Смирна вә Филаделфийәдики етиқатчиларға қилған сөзлиридин немини үгинәләймиз? (Вәһий 2:10)

12 Әнди Әйсаниң Смирна вә Филаделфийәдики җамаәтләргә йоллиған сөзлирини көрүп бақайли. У шу шәһәрләрдики етиқатчиларға зиянкәшликтин қорқмаслиқни ейтқан, чүнки улар садақәтмәнлигини сақлиса, Йәһва уларни мукапатлайду (Вәһий 2:10ни оқуң; 3:10). Бүгүнки күндә, биз буниңдин немини үгинимиз? Биз чоқум зиянкәшликкә дуч келишкә һәмдә униңға бәрдашлиқ беришкә тәйяр турушимиз лазим (Мәт. 24:9, 13; Кор. 2-х. 12:10). Бу әскәртиш немә үчүн муһим?

13, 14. Вәһий 12-бапта тилға елинған вақиәләр Худа хәлқигә қандақ тәсир қиливатиду?

13 Вәһий китави бизгә «Һакимдарниң күнидә», йәни бизниң заманимизда Худаниң хәлқи зиянкәшликкә учрайдиғанлиғидин хәвәр бериду. Вәһий 12-бапта, Әйса Мәсиһ асманда падиша болғандин кейинла, бир мәйдан җәңниң башлинидиғанлиғи тилға елинған. Әйса Мәсиһ асманға қайтқандин кейин Микаил дәп аталған. У вә униң қошунлири Шәйтан вә җинларға қарши җәң қилиду (Вәһ. 12:7, 8). Нәтиҗидә, Худаниң әшу дүшмәнлири мәғлуп болуп, йәр йүзигә ташлинип, инсанларға дәһшәтлик азап-оқубәтләрни елип келиду (Вәһ. 12:9, 12). Амма бу Худаниң хәлқигә қандақ тәсир көрситиду?

14 Кейинки вәһий бизгә Шәйтанниң қандақ инкас қайтуридиғанлиғини ейтип бериду. У әнди асманға қайта чиқалмайду. Шуңа у аччиқлинип, Худа Падишалиғиниң йәр йүзидики вәкиллири сүпитидә Әйса һәққидә гувалиқ бериш хизмитини қиливатқан майланғанларниң қалдуқ әзалириға һуҗум қилиду (Вәһ. 12:17; Кор. 2-х. 5:20; Әфәс. 6:19, 20). Бу бәшарәт қандақ әмәлгә ешиватиду?

15. Вәһий 11-бапта тилға елинған «икки гувачи» кимгә вәкиллик қилиду вә уларға немә болған еди?

15 Шәйтан Худаниң дүшмәнлирини қутритип, Падишалиқ хуш хәвирини җакалаш хизмитигә йетәкчилик қилидиған майланған етиқатдашларға һуҗум қозғиди. Бу етиқатчилар Вәһий китавидики өлтүрүлди дәп тәсвирләнгән «икки гувачиға» вәкиллик қилиду b (Вәһ. 11:3, 7—11). 1918-жили, мәсъулийәтлик бурадәрләрдин сәккизи наһәқ әйиплинип, узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Көпинчә кишиләр бу майланған етиқатчиларниң қиливатқан хизмити тохтиди дәп ойлиған еди.

16. 1919-жили, қандақ һәйран қаларлиқ иш йүз бәргән? Шәйтан шу вақиттин башлап, немә қилип келиватиду?

16 Вәһий 11-баптики бәшарәттә йәнә өлтүрүлгән «икки гувачи» қисқа вақиттин кейин тирилидиғанлиғи баян қилинған. Әшу етиқатчилар түрмигә ташлинип, бир жилға йәтмигән вақитта, бу бәшарәт һәйран қаларлиқ һалда әмәлгә ашурулған. 1919-жилниң бешида, әшу майланғанлар түрмидин қоюп берилгән, кейинирәк әйипләшләр бекар қилинған. Улар дәрһал вәз ейтиш вә тәлим бериш хизмитигә йетәкчилик қилишни қайта башлиған. Амма бу вақиттин башлап, Шәйтанниң һуҗумлири давамлиқ күчийип, худди дәрия сүйи билән еқитивәткәндәк, барчә Худа хәлқигә зиянкәшлик қиливатиду (Вәһ. 12:15). Һәқиқәтән, биз һәрбиримиз сәвир қилишимиз вә етиқатта чиң турушимиз лазим (Вәһ. 13:10).

ЙӘҺВА БИЗГӘ ТАПШУРҒАН ХИЗМӘТНИ ПҮТҮН КҮЧИҢИЗ БИЛӘН ҚИЛИҢ

17. Худа хәлқи Шәйтанниң һуҗумиға учриған болсиму, ойлимиған йәрдин қандақ ярдәмгә еришти?

17 Вәһий 12-бап, Худа хәлқиниң ойлимиған йәрдин ярдәмгә еришидиғанлиғини көрситип бериду. Айәттә, «йәр» зиян-зәһмәт йәткүзидиған «дәрияни жутувәтти» дәйду (Вәһ. 12:16). Бу бәшарәт һәқиқәтән әмәлгә ашти. Бәзидә, Шәйтан дуниясиниң бир қәдәр муһим қисимлири, мәсилән сот-әдлийә түзүлмиси Худа хәлқигә ярдәм бериду. Нурғун қетим, Йәһваниң хизмәтчилири қайта-қайта сотта ғәлибә қилип, уларға мәлум дәриҗидә әркинлик берилди. Улар бу әркинликтин қандақ пайдиланди? Улар һәрбир пурсәтни чиң тутуп, Йәһва уларға тапшурған хизмәтни пүтүн күчи билән қиливатиду (Кор. 1-х. 16:9). Бу хизмәт немиләрни өз ичигә алиду?

Худа хәлқи қайси икки хәвәрни җакалайду? (18, 19-абзацларға қараң)

18. Бу ахирқи күнләрдә, бизниң асаслиқ хизмитимиз немә?

18 Әйса Мәсиһ, ахирқи күн келиштин илгири, өз шагиртлириниң Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрниң пүтүн дунияда тарқитидиғанлиғини бәшарәт қилған еди (Мәт. 24:14). Улар вәз қилғанда, бир пәриштә яки бир топ пәриштиләрниң ярдимигә еришиду. Вәһий китави: «Мән... пәриштини көрдүм, йәрдә яшаватқан һәртүрлүк милләт, қәбилә, тил вә хәлиқләргә хошаллиқни хәвәрләш үчүн униңда мәңгү хуш хәвәр бар еди»,— дәйду (Вәһ. 14:6).

19. Йәһваниң хәлқи қандақ хәвәрни җакалайду?

19 Падишалиқ хуш хәвири Худа хәлқи җакалайдиған бирдинбир хәвәр әмәс. Улар йәнә Вәһий 8-баптин 10-бапқичә тәсвирләнгән пәриштиләрниң хизмитини қоллап-қувәтлиши керәк. Бу пәриштиләр Худаниң Падишалиғини рәт қилғанларниң бешиға келидиған бир қатар балаю-апәтләрни җакалайду. Шуңа Йәһва гувачилири Шәйтанниң рәзил дуниясиниң һәрқайси қисимлири үстидин чиқарған Худаниң мөлдүр билән отқа охшаш һөкүм хәвирини җакалайду (Вәһ. 8:7, 13). Инсанлар шуни билиши керәкки, әң ахирқи күн йеқинлашти, шуңа улар чоқум һазирниң өзидә һаятида чоң өзгиришләрни қилиши лазим. Шундила улар Йәһваниң қәһәр-ғәзәп күнидә аман қалалайду (Зәф. 2:2, 3). Амма бу хәвәр кишиләрниң қулиғиға хуш яқмайду. Уни җакалаш биздин җасарәт тәләп қилиду. Дәһшәтлик балаю-апәт мәзгилидә, биз җакалайдиған ахирқи һөкүм хәвири техиму қаттиқ зәрбә болиду (Вәһ. 16:21).

ПӘЙҒӘМБӘРЛИК СӨЗЛИРИГӘ ҚУЛАҚ СЕЛИҢ

20. Кейинки икки мақалидә немиләр һәққидә муһакимә қилимиз?

20 Вәһийдики бәшарәтләр әмәлгә ешиватиду вә уларниң биз билән зич бағлиниши бар. Шуңа биз Вәһий китавидики сөзләргә әмәл қилишимиз керәк (Вәһ. 1:3). Амма биз қандақ қилип садақәтмәнлик билән зиянкәшликләргә бәрдашлиқ берәләймиз вә хуш хәвәрни дадиллиқ билән җакалашни давамлаштуралаймиз? Биз Вәһий китавидин: биринчи, Худаниң дүшмәнлиригә немә болидиғанлиғини вә иккинчи, Худаға садиқ болуп қалсақ, кәлгүсидә қандақ бәрикәтләргә еришидиғанлиғимизни чүшәнсәк, иманимиз күчийиду. Кейинки икки мақалидә, бу мавзулар һәққидә муһакимә қилимиз.

27-НАХША Йәһва тәрәптә туруңлар

a Биз кишини һаяҗанға салидиған әҗайип бир пәйттә яшаватимиз! Вәһий китавидики бәшарәтләр бүгүнки күндә әмәлгә ашуруливатиду. Бу бәшарәтләр бизгә қандақ тәсир қилиду? Бу мақалә вә кейинки икки мақалидә, Вәһий китавидики бәзи нуқтиларни муһакимә қилимиз. Улар бизгә, бу китапта йезилғанларға әмәл қилиш арқилиқ Йәһва Худа қобул қилидиған усулда Униңға давамлиқ ибадәт қилалайдиғанлиғимизни көрситип бериду.