Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

20-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Вәһий китави Худаниң дүшмәнлири тоғрилиқ немә дәйду?

Вәһий китави Худаниң дүшмәнлири тоғрилиқ немә дәйду?

«Улар ибранийчә Һар-Магедон дәп атилидиған җайға уларни топлиди» (ВӘҺ. 16:16).

49-НАХША Йәһва — бизниң панагаһимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Вәһий китави Худа хәлқи һәққидә немиләрни ашкарилайду?

 ВӘҺИЙ китави Худа Падишалиғиниң асманда орнитилғанлиғи вә Шәйтанниң асмандин қоғланғанлиғини ашкарилайду (Вәһ. 12:1—9). Шәйтан қоғланғандин кейин асманда тинчлиқ болиду, амма биздә қийинчилиқлар пәйда болиду. Немә үчүн? Чүнки, Шәйтан қаттиқ ғәзәплинип, йәр йүзидә Йәһваға садиқлиқ билән хизмәт қилидиғанларға һуҗум қилиду (Вәһ. 12:12, 15, 17).

2. Йәһваға садиқ қелишимизға немә ярдәм бериду?

2 Һәтта Шәйтан һуҗум қиливатқан болсиму, Йәһваға садиқ қелиш үчүн немә қилалаймиз? (Вәһ. 13:10) Бизгә бир нәрсә ярдәм берәләйду, у болсиму кәлгүсидә немә иш йүз беридиғанлиғини билиш. Мәсилән, Вәһий китавида әлчи Йоһан пат-йеқинда биз бәһримән болидиған бәзи бәрикәтләрни тәсвирләйду. Бу бәрикәтләрниң ичидә Худаниң дүшмәнлириниң йоқ қилинишиму бар. Һазир Вәһий китавида бу дүшмәнләр қандақ тәсвирләнгәнлиги вә уларға немә болидиғанлиғини көрүп бақайли.

ХУДАНИҢ ДҮШМӘНЛИРИНИ ТӘСВИРЛӘЙДИҒАН БӘЛГҮЛӘР

3. Вәһий китавида қандақ бәзи вақиәләр яки аламәтләр тәсвирләнгән?

3 Вәһий китави биринчи айәттә, биз оқумақчи болған вақиәләр яки аламәтләрниң символлуқ тилда тәсвирлинидиғанлиғи ейтилған (Вәһ. 1:1). Тәңриниң дүшмәнлири символлуқ образида тәсвирләнгән. Кейинирәк, биз Худаниң дүшмәнлирини тәсвирләйдиған бир қанчә вәһший һайванларни көримиз. Мәсилән, деңиздин чиқиватқан он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир девә яки мәхлуқ бар (Вәһ. 13:1). Шу девигә әгишип, йәрдин чиқиватқан йәнә бир девә бар. У девә әҗдиһаға охшаш сөзләп, асмандин йәр йүзигә от яғдуратти (Вәһ. 13:11—13). Андин биз паһишә аял үстигә минивалған башқа бир тоқ қизил девини көримиз. Бу үч вәһший мәхлуқлар дүшмәнләрниң символлуқ образи болуп, узун жиллардин бу ян Йәһва Худа вә Униң Падишалиғиға қарши уруш қилип кәлмәктә. Шуңлашқа дүшмәнләрниң кимлигини билиш наһайити муһим (Вәһ. 17:1, 3).

ТӨРТ ЧОҢ ДЕВӘ

Улар «деңиздин... чиқти» (Дан. 7:1—8, 15—17). Улар Даниялниң заманидин бери Худа хәлқи үстидин һөкүмранлиқ қилған вә уларға тәсир қилған дуния күчлиригә вәкиллик қилиду. (4, 7-абзацларға қараң)

4, 5. Даниял 7:15—17 айәтләрдә баян қилинғанлар, шу вақиәләр яки аламәтләрниң мәнасини чүшинишимизгә қандақ ярдәм бериду?

4 Бу дүшмәнләрниң кимлигини билиштин бурун, биз вәһший девиләр вә паһишә аялниң кимгә вәкиллик қилидиғанлиғини чүшинишимиз керәк. Уни чүшинишниң әң яхши йоли Муқәддәс Язмиларниң өз-өзини чүшәндүрүшигә йол қоюш. Вәһий китавида тепилған нурғун бәлгүләр яки аламәтләр Муқәддәс китаптики башқа пәйғәмбәрләрниң китаплирида аллиқачан чүшәндүрүлгән. Мәсилән, Даниял пәйғәмбәр чүшидә, деңиздин бир-биригә охшимайдиған интайин чоң төрт девә, йәни һайванларниң, чиққанлиғини көргән еди (Дан. 7:1—3). Даниял уларниң немигә вәкиллик қилидиғанлиғини ейтип бериду. Бу ғайәт зор мәхлуқлар төрт падиша яки һөкүмәткә вәкиллик қилиду (Даниял 7:15—17ни оқуң). Әшу ениқ чүшәндүрүшләр Вәһий китавида тәсвирләнгән әшу девиләрниң чоқум сәясий һөкүмәтләрни көрситидиғанлиғини чүшинишимизгә ярдәм бериду.

5 Әнди Вәһий китавида тәсвирләнгән бәзи вақиәләр яки аламәтләрни көрүп бақайли. Шундақ қилғинимизда, Муқәддәс китапниң әшу вақиәләр яки аламәтләрниң мәнасини чүшинишимизгә қандақ ярдәм қилидиғанлиғини көримиз. Биз бирқанчә вәһший девиләрдин башлаймиз. Биринчи, уларниң кимгә вәкиллик қилидиғанлиғини ениқлаймиз. Андин, әшу девиләргә немә болидиғанлиғини көримиз. Ахирида йүз беридиған иш-вақиәләрниң бизгә қандақ тәсир қилидиғанлиғини муһакимә қилимиз.

ХУДАНИҢ ДҮШМӘНЛИРИ АШКАРӘ ҚИЛИНДИ

ЙӘТТӘ БАШЛИҚ ДЕВӘ

У «деңиздин... чиқти» вә униң йәттә беши, он мүңгүзи вә он таҗи бар еди (Вәһ. 13:1—4). У бүгүнки күнгичә башқуруп кәлгән һәммә сәясий һөкүмәтләргә вәкиллик қилиду. Йәттә баш болса, Худаниң хәлқигә қаттиқ тәсир қилған йәттә дуниявий империягә вәкиллик қилиду. (6—8 абзацларға қараң)

6. Вәһий 13:1—4 айәтләрдә тилға елинған йәттә башлиқ мәхлуқ немигә вәкиллик қилиду?

6 Йәттә башлиқ вәһший девә немигә вәкиллик қилиду? (Вәһий 13:1—4ни оқуң). Биз бу девиниң қияпити йилпизға, путлири ейиқниң путлириға, еғизи ширниң еғизиға охшайдиғанлиғи вә он мүңгүзи барлиғиға диққәт қилимиз. Даниял 7-бапта тилға елинған төрт девиниңму шундақ алаһидиликлири болған. Амма Вәһий китавида болса, бу алаһидиликләр пәриқлиқ төрт һайванда әмәс, бәлки бир һайванда ипадиләнгән. Бу вәһший девә пәқәт бирла һөкүмәт яки дуния империясигә вәкиллик қилмайду. Әлчи Йоһан йәнә девигә, униңға һәр қәбилә, һәр милләт, һәрхил тилда сөзлишидиған хәлиқләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи берилди дәп язған. Шуңа у чоқум һәрқандақ ялғуз бир һөкүмәттин күчлүгирәк болуши керәк (Вәһ. 13:7). Демәк, бу вәһший мәхлуқ чоқум тарихтин бу ян инсанийәткә һөкүмранлиқ қилған барлиқ сәясий күчләргә вәкиллик қилиши керәк b (Вәз 8:9).

7. Вәһший девиниң йәттә бешиниң һәрбири немигә вәкиллик қилиду?

7 Йәттә башниң һәр бири немигә вәкиллик қилиду? Вәһий китавиниң 17-бапта бир жип учи берилгән болуп, бу Вәһий китавиниң 13-бабида тилға елинған девиниң образини тәсвирләп бериду. Вәһий 17:10-айәтләрдин шуни оқуялаймизки: «Йәттә баш... йәттә падишани билдүриду: бәши ғулиди, бири бар, келәркиси техи кәлмиди, лекин кәлгән чағда, у узақ вақит болмайду». Демәк, Шәйтан қолланған барлиқ сәясий күчләр арисидики күч-қудрәтлик йәттә империя йәттә баш билән селиштурулған. Улар Худа хәлқигә һөкүмранлиқ қилған яки уларға күчлүк тәсир қилған. Әлчи Йоһанниң күнидә, булардин бәши, йәни Мисир, Ассурийә, Бабил, Мидия билән Парс вә Греция аллиқачан дуния сәһнисидә пәйда болуп болған. Әлчи Йоһанға Вәһий кәлгәндә, алтинчи дуния күчи болған Рим империяси һөкүмранлиқ жүргүзүвататти. Йәттинчи баш яки ахирқи дуния күчи қайси һөкүмәт болиду?

8. Вәһший девиниң йәттинчи беши кимгә вәкиллик қилиду?

8 Һазир шуни көрүмизки, вәһший девиниң йәттинчи вә ахирқи бешини ениқлашқа Даниял китавидики бәшарәтләр бизгә ярдәм бериду. Рәббимизниң күнидә, йәни ахир заман мәзгилидә қайси дуниявий күч һөкүмранлиқ қиливатиду? (Вәһ. 1:10) Икки күчлүк һөкүмәтниң, йәни Англия билән Америка Қошма Штатлириниң иттипақлишидин шәкилләнгән Англо-Америка дуния күчи һөкүмранлиқ қиливатиду. Шуңлашқа биз бу бирләшкән күчни Вәһий 13:1—4 айәтләрдә тилға елинған девә яки мәхлуқниң йәттинчи беши дәп йәкүн чиқиралаймиз.

ҚОЗИНИҢКИДӘК ИККИ МҮҢГҮЗИ БАР ДЕВӘ

У «йәрдин» чиқип кәлди вә униң авази әҗдиһаниңкидәк чиқатти. У «асмандин йәр йүзигә от яғдуратти» вә «сахта» пәйғәмбәрдәк карамәтләрни көрсәткән (Вәһ. 13:11—15; 16:13; 19:20). Икки мүңгүзлүк девә вә сахта пәйғәмбәр, йәни Англо-Америка дуниявий империяси пүтүн йәр йүзидики адәмләрни аздуруп, уларға йәттә беши вә он мүңгүзи бар вәһший девиниң һәйкилини ясашни ейтиватиду. (9-абзацқа қараң)

9. Бу «қозиниңкидәк икки мүңгүзи бар» девә немигә вәкиллик қилиду?

9 Вәһий 13-бап, девиниң йәттинчи беши болған Англо-Америка дуния күчиниң қозиниңкидәк икки мүңгүзи бар еди, лекин авази әҗдиһаниңкидәк чиқатти дәп тәсвирлигән. Бу девә чоң карамәтләрни көрситәтти, һәтта инсанларниң көз алдида асмандин йәр йүзигә от яғдуратти (Вәһ. 13:11—15). Вәһий 16 вә 19-баплар, бу вәһший девини «сахта пәйғәмбәр» дәп тәсвирлигән (Вәһ. 16:13; 19:20). Даниял пәйғәмбәрму охшашла Англо-Америка дуния күчини көп вәйранчилиқ елип келиду дәп бәшарәт қилған (Дан. 8:19, 23, 24). Бу дәл иккинчи дуния уруши мәзгилидә йүз бәрди. Тинч океан районидики урушни ахирлаштурушта һәл қилғучи роль ойниған икки атом бомбиси Британия вә Америка алимлириниң ортақ тиришчанлиғиниң нәтиҗиси еди. Шу бомбиларни ясап, Англо-Америка дуния күчи асмандин йәр йүзигә от яғдурған.

ТОҚ ҚИЗИЛ РӘҢЛИК ВӘҺШИЙ ДЕВӘ

Паһишә аял, йәни Бүйүк Бабил униң үстидә олтармақта. Бу девә сәккизинчи падиша сүпитидә тәсвирләнгән (Вәһ. 17:3—6, 8, 11). Паһишә аял вәһший девини контрол қиливатиду. Амма кейинирәк у паһишә аялни йоқ қилиду. Паһишә аял сахта дин империясигә вәкиллик қилиду. Бүгүнки күндә Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатиға вәкиллик қилидиған девә дуниядики барлиқ сәясий күчләрни қоллап-қувәтләйду. (10, 14—17 абзацларға қараң)

10. Девиниң һәйкили немигә вәкиллик қилиду? (Вәһий 13:14, 15; 17:3, 8, 11)

10 Кейин башқа бир вәһший девини көримиз. Бу девә әшу йәттә башлиқ вәһший девигә пүтүнләй дегидәк охшап кетиду, пәқәт тоқ қизил рәңги билән пәриқлиниду. У девиниң һәйкили дәп атилип, сәккизинчи падишиға вәкиллик қилиду c (Вәһий 13:14, 15; 17:3, 8, 11ни оқуң). Вәһий китави, бу «падиша» мәйданға келип, бир аздин кейин йоқ болуп кетидиғанлиғи, андин қайта пәйда болидиғанлиғини ейтиду. Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатиниң қурулуш җәрияни шундақ болған. Бу тәшкилат дуниядики һәрқайси дөләт һөкүмәтлириниң мәнпәитини қоғдашни мәхсәт қилған һалда, дәсләптә Хәлиқара Иттипақ дәп аталған. Андин иккинчи дуния уруши мәзгилидә, бу иттипақ үнсиз, җимҗит йоқап кәткән. Кейин у һазирқи Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати сүпитидә қайта пәйда болған.

11. Бу сәясий девә кишиләрни немә қилишқа дәвәт қилиду вә немә үчүн улардин қорқушниң һаҗити йоқ?

11 У вәһший девә яки һөкүмәтләр тәшвиқат васитилири арқилиқ инсанларни Яратқучи Йәһваға вә Униң хәлқигә қарши турушқа дәвәт қилиду. Символлуқ мәнада, улар пүтүн дуниядики падишаларни жиғип, һәммигә қадир Худаниң улуқ күнидики җәңгә, йәни Армагедон урушиға топлайду (Вәһ. 16:13, 14, 16). Амма бизниң қорқушимизниң һаҗити йоқ. Улуқ Худайимиз Йәһва дәрһал һәрикәткә келип, Өзиниң һөкүмранлиқ һоқуқини қоллап-қувәтлигәнләрниң һәммисини қутқузиду (Әзәк. 38:21—23).

12. Барлиқ девиләргә немә болиду?

12 Барлиқ девиләргә немә болиду? Бу соалға Вәһий 19:20-айәт мундақ җавап бериду: «Жиртқуч һайван вә униң алдида аламәтләрни көрсәткән, жиртқуч һайванниң бәлгүсини қобул қилип, униң тәсвиригә ибадәт қиливатқанларни аздурған сахта пәйғәмбәр қолға чүшүрүлди. Һәр иккилиси гуңгут көйүватқан от көлигә тирик ташланди». Шуңа Худа билән дүшмәнлишиватқан һөкүмәтләр башқуруватқан мәзгилдә, Худа уларни мәңгүгә һалак қилиду.

13. Дуниядики бәзи һөкүмәтләр барлиқ Мәсиһ әгәшкүчилиригә қандақ қийинчилиқ туғдуриду?

13 Бу биз үчүн немини билдүриду? Биз Мәсиһ әгәшкүчилири болғачқа, чоқум Худаға вә Униң падишалиғиға садиқ болушимиз керәк (Йоһ. 18:36). Бундақ қилиш үчүн, биз бу дунияниң сәясий ишлириға қарита бетәрәпликни сақлишимиз лазим. Бәлким, бетәрәп туруш интайин қийин болиду, чүнки дуниядики һөкүмәтләр биздин гәп-сөз вә иш-һәрикәтлиримиздә, уларни толуқ қоллап-қувәтләшни тәләп қилиду. Уларниң бесимиға баш егип, шу һөкүмәтләрни қоллиғанлар девиниң бәлгүсини урғузиду (Вәһ. 13:16, 17). Лекин шу бәлгүни урғузғанлар Йәһваниң қобул қилишиға еришәлмәйду вә йәр йүзидики мәңгүлүк һаяттин мәһрум қалиду (Вәһ. 14:9, 10; 20:4). Демәк, һөкүмәтләр күчлүк бесим қилип, уларни қоллашқа мәҗбурлишиға қаримай, һәрбиримиз үчүн бетәрәпликни қәтъий сақлаш интайин муһим!

НОМУССИЗ ПАҺИШӘ АЯЛНИҢ АҚИВЕТИ

14. Вәһий 17:3—5 айәтләрдә тәсвирләнгәндәк, әлчи Йоһан башқа қандақ һәйран қаларлиқ көрүнүшни көриду?

14 Әлчи Йоһан өзи көргән башқа бир көрүнүштин қаттиқ һәйран қалғанлиғини тилға алған. У немини көргән? Вәһший девиниң үстидә олтарған бир аялни көргән еди (Вәһ. 17:1, 2, 6). Вәһий китавида, у паһишиләрниң аниси сүпитидә тәсвирлинип, «Бүйүк Бабил» дәп атилидиғанлиғи вә «дунияниң падишалири униң билән зина» қилишидиғанлиғи баян қилинған (Вәһий 17:3—5ни оқуң).

15, 16. «Бүйүк Бабил» ким вә буни қандақ билимиз?

15 Бүйүк Бабил ким? Бу аял сәясий тәшкилатқа вәкиллик қилалмайду, чүнки Вәһий китавида уни дуниядики сәясий рәһбәрләр билән зина қилишти дәйду (Вәһ. 18:9). Әмәлийәттә униң вәһший девигә минивалғанлиғи, шу сәясий һөкүмранларни контрол қилишқа тиришидиғанлиғини көрситиду. Буниңдин башқа, у Шәйтан дуниясиниң ачкөз сода-тиҗарәт тәшкилатлириға вәкиллик қилалмайду. Чүнки Вәһий китавида, шу тәшкилатлар дунияниң содигәрлири дәп тәсвирләнгән (Вәһ. 18:11, 15, 16).

16 Муқәддәс Язмиларда «вапасиз», «паһишә», «зинахор» дегән сөзләр, дайим өзини Худаға хизмәт қилимиз дәйдиған, амма бутпәрәслик қилидиған яки башқа усуллар билән бу дунияниң достлири болидиғанларни тәсвирләштә ишлитилгән (Тар. 1-яз. 5:25; Яқуп 4:4). Әксичә, Худаға садиқлиқ билән ибадәт қилғанлар болса, пак қизлар дәп аталған (Кор. 2-х. 11:2; Вәһ. 14:4). Қедимқи Бабил шәһири сахта ибадәтниң мәркизи болған еди. Шуңа Бүйүк Бабил чоқум барлиқ сахта ибадәтләргә вәкиллик қилиши керәк. Әмәлийәттә у ялған динниң дуниявий империяси (Вәһ. 17:5, 18). Jw.org торбетидин «Бүйүк Бабил дегән немә?» (рус) намлиқ тор мақалисини көрүң.

17. Бүйүк Бабилға немә болиду?

17 Бүйүк Бабилға немә болиду? Бу соалға, Вәһий 17:16, 17-айәтләр мундақ җавап бериду: «Сән көргән он мүңгүз вә һайван [девә] паһишәгә нәпрәтлинип, уни вәйран қилип, ялиңач қалдуриду. Улар униң әтлирини йәп, уни отта көйдүрүветиду. Чүнки Худа уларниң қәлблиригә Униң пикрини, йәни уларниң бир ойини әмәлгә ашурушни салиду». Демәк, Йәһва Өзи дөләтләрни тоқ қизил девини, йәни Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатини ишлитип, ялған динниң дуния империясигә һуҗум қилип, уни пүтүнләй һалак қилишқа үндәйду (Вәһ. 18:21—24).

18. Бүйүк Бабил билән болған һәрқандақ мунасивәтни пүтүнләй үзүш үчүн немә қилишимиз лазим?

18 Бу биз үчүн немини билдүриду? Биз чоқум Худаға пак вә әйипсиз ибадәт қилишни давамлаштурушимиз керәк (Яқуп 1:27). Бүйүк Бабилниң сахта тәлиматлири, ғәйри тәбрикләш яки байрамлири, җинкәшлик қилмишлири вә төвән әхлақ өлчәмлириниң бизгә тәсир қилишиға һәргизму йол қоймаслиғимиз лазим! Униңдин башқа, биз тохтимай кишиләрни у йәрдин чиқиңлар дәп агаһландурушимиз керәк. Шундақ қилғинимизда, улар паһишә аялниң гунасиға шерик болуштин сақлиналайду (Вәһ. 18:4).

ХУДАНИҢ ӘҢ ЧОҢ ДҮШМИНИНИҢ АҚИВЕТИ

ҚИЗИЛ РӘҢЛИК ӘҖДИҺА

Шәйтан вәһший девигә һоқуқ бериду (Вәһ. 12:3, 9, 13; 13:4; 20:2, 10). Йәһваниң әң әшәддий дүшмини Шәйтан миң жилға кишәнлиниду. Кейин у көйүватқан «от вә гуңгут көлигә» ташлиниду. (19, 20-абзацларға қараң)

19. «Чоң бир қизил әҗдиһа» ким?

19 Вәһий китавида йәнә чоң бир қизил әҗдиһа тәсвирләнгән (Вәһ. 12:3). Бу әҗдиһа Әйса вә униң пәриштилиригә қарши җәң қилиду (Вәһ. 12:7—9). У Худа хәлқигә һуҗум қилиду, шуниңдәк йәнә вәһший девиләргә, йәни сәясий һөкүмәтләргә күч бериду (Вәһ. 12:17; 13:4). Бу әҗдиһа ким? «Пүткүл аһалилиқ йәрни аздуруватқан һелиқи қедимий илан, Иблис яки Шәйтан дәп атилидиған бүйүк әҗдиһа» (Вәһ. 12:9; 20:2). Шәйтан дәл Йәһваниң башқа барлиқ дүшмәнлирини қоллап-қувәтләйдиған пәрдә арқисидики қара нийәттур.

20. Әҗдиһаға немә болиду?

20 Әҗдиһаға немә болиду? Вәһий 20:1—3 айәтләрдә, бир пәриштиниң Шәйтанни теги йоқ һаңға ташлайдиғанлиғи баян қилинған. Бу һаң Шәйтан үчүн түрмигә охшаш болиду. Бу һаңда болған мәзгилдә, Шәйтан һәрқайси хәлиқләрни миң жил тошқичә қайта аздуралмайду. Ахирида, Шәйтан вә униң җинлири һәммиси бирликтә «от вә гүңгүрт көлигә ташлинип», мәңгүлүк һалак қилиниду (Вәһ. 20:10). Тәсәввур қилип беқиң, Шәйтан вә униң җинлири йоқ болса, нәқәдәр бәхитлик һаят кәчүрәрмиз-һә?!

21. Вәһий китавиниң мәзмунини чүшиниш немә үчүн бизни бәкму һаяҗанға салиду?

21 Вәһий китавида хатириләнгән вақиәләр яки аламәтләрниң мәнасини чүшиниш кишини бәкму һаяҗанландуриду! Биз Йәһваниң дүшмәнлирини ениқлапла қалмай, уларға немә болидиғанлиғиниму көрдуқ. Дәрһәқиқәт, жуқури авазда «Бу бешарәтни оқуп бәргүчи...бәхитликтур!» (Вәһ. 1:3). Лекин Худаниң дүшмәнлири йоқ қилинғандин кейин, Худаға садиқ инсанлар қандақ бәрикәтләргә еришиду? Буни бу бир қатар мақалиниң ахирқи мақалисидә муһакимә қилимиз.

30-НАХША Йәһва һөкүмранлиқ қилишни башлиди

a Вәһий китавида Худаниң дүшмәнлирини ашкарилайдиған вақиәләр яки аламәтләр тилға елинған. Даниял китави бу вақиәләр яки аламәтләрниң мәнасини чүшинишимизгә ярдәм бериду. һазир Даниял китавидики бәзи бәшарәтләр билән Вәһий китавидики шуниңға охшаш бәшарәтләрни селиштуримиз. Бу арқилиқ Худаниң дүшмәнлирини пәриқләндүрәләймиз. Андин кейин, уларға немә болидиғанлиғини муһакимә қилимиз.

b Йәттә башлиқ девиниң барлиқ сәясий күчләргә вәкиллик қилидиғанлиғиниң йәнә бир ипадиси, униң «он мүңгүзи» бар. Он сани дайим Муқәддәс китапта мукәммәлликни ипадиләйду.

c Биринчи вәһший девигә охшимайдиған йери, тоқ қизил девиниң, (йәни девиниң һәйкили) мүңгүзлиридә «таҗ» йоқ (Вәһ. 13:1). Cәвәви, у башқа йәттә падишадин келип чиққан, йәни улар бу девиниң һәйкилигә һоқуқ бәргән. «Вәһий 17-бапта тәсвирләнгән тоқ қизил девә немигә вәкиллик қилиду?» (рус) jw.org торбетидики тор мақалисигә қараң.