21-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Вәһий китави келәчигиңизгә қандақ тәсир қилиду?
«Амин! Кәл, Һакимдаримиз Әйса» (ВӘҺ. 22:20).
54-НАХША Етиқатта чиң турайли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Барлиқ инсанлар қандақ муһим бир қарарни чиқириши керәк?
БҮГҮНКИ күндә инсанлар интайин муһим бир қарарни чиқириши керәк. Улар Йәһва Худани каинатниң һәқлиқ Һөкүмрани сүпитидә қолламду яки Худаниң рәзил дүшмини Шәйтанни қолламду? Чоқум бирини таллиши керәк, һәр иккисиниң оттурисида бетәрәп турушқа йол йоқ. Улар мәйли қандақ қарар чиқарсун, бу уларниң мәңгүлүк яшаш яки яшимаслиғиға тәсир қилиду (Мәт. 25:31—33, 46). Дәһшәтлик балаю-апәт мәзгилидә, уларға яки қутқузулуш яки һалак болуш бәлгүси қоюлиду (Вәһ. 7:14; 14:9—11; Әзәк. 9:4, 6).
2. а) Ибранийларға 10:35—39 айәтләр бизни немә қилишқа илһамландуриду? ә) Вәһий китави бизгә қандақ ярдәм берәләйду?
2 Ибранийларға 10:35—39ни оқуң. Әгәр сиз Йәһваниң һөкүмранлиғини қоллашни таллиған болсиңиз, ақиланә қарар чиқардиңиз. Сиз һазир башқиларниң тоғра қарар чиқиришиға ярдәм беришни халайсиз. Буниң үчүн Вәһий китавидики мәлуматларни ишлитип, уларға ярдәм берәләйсиз. Бу әҗайип китап Йәһваға қарши турғучиларниң қандақ ақивәткә дучар болидиғанлиғини ашкарилайду. Амма Униң һөкүмранлиғини садиқлиқ билән қоллиғучиларниң еришидиған бәрикәтлириниму көрситип бериду. Биз бундақ муһим һәқиқәтләрни тәтқиқ қилип үгинишимиз керәк. Бундақ қилиш Йәһваға давамлиқ хизмәт қилиш ирадимизни күчәйтиду. Униңдин башқа, биз үгәнгәнлиримизни ишлитип, башқиларниң Йәһваға хизмәт қилишни таллишиға вә шу қарарида давамлиқ чиң турушиға ярдәм берәләймиз.
3. Бу мақалидә қайси икки соални муһакимә қилимиз?
3 Бу мақалидә биз төвәндики икки соални муһакимә қилимиз: Худаниң һөкүмранлиғини қоллиғучиларни немә күтүп туриду? Әксичә, Вәһий китавида тәсвирләнгән тоқ қизил рәңлик вәһший девини қоллашни таллиғанларни қандақ ақивәт күтүп туриду?
ЙӘҺВАҒА САДИҚ КИШИЛӘРНИ НЕМӘ КҮТҮП ТУРИДУ?
4. Әлчи Йоһан Әйса билән қайси бир топниң асманда турғанлиғини көриду?
4 Бир көрүнүштә әлчи Йоһан Йәһваниң һөкүмранлиғини қоллайдиған вә мәңгүлүк һаят мукапатиға еришидиған икки топ кишиләрни көриду. Биринчи топниң сани 144000 (Вәһ. 7:4). Улар йәр йүзидин елип кетилип, асманда Әйса билән бирликтә бир һөкүмәт яки Падишалиқни қуриду. Улар йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилиду (Вәһ. 5:9, 10; 14:3, 4). Көрүнүштә Йоһан бу топниң асмандики Сион теғида Әйса билән турғанлиғини көриду (Вәһ. 14:1).
5. Пат йеқинда 144000ниң йәр йүзидики қалдуқ қисмиға немә иш болиду?
5 Әсирләрдин бу ян, миңлиған кишиләр 144000ниң бир қисми болушқа таллинип кәлмәктә (Луқа 12:32; Рим. 8:17). Бирақ ахир заман мәзгилидә, майланғанларниң пәқәт аз сандики қалдуқ қисми йәнила йәр йүзидә һаят болидиғанлиғи ейтилған. Чоң балаю-апәт башлиништин илгири, бу қалдуқ әзалар Йәһваниң ахирқи тәстиқ мөһригә еришиду (Вәһ. 7:2, 3; 12:17). Шу чоң балаю-апәт мәзгилиниң мәлум бир пәйтидә, йәр йүзидики қалдуқ әзалар асманға елип кетилиду. Улар аллиқачан садақәтмәнликни сақлап өлүп кәткәнләргә қошулуп, 144000ни тәшкил қилиду. У җайда улар Әйса билән бирликтә Худа Падишалиғида һөкүмранлиқ жүргүзиду (Мәт. 24:31; Вәһ. 5:9, 10).
6, 7. а) Йоһан кейин қайси топни көриду вә биз улар һәққидә немиләрни үгинимиз? ә) Немә үчүн Вәһий китави 7-бап һәр иккила топ, йәни қалдуқ әзалар вә зор бир топ халайиқ үчүн зор әһмийәткә егә?
6 Асманға көтирилгән шу топни көргәндин кейин, Йоһан йәнә «зор бир топни» көриду. 144000 билән охшимайдиған йери, бу санап түгәткүсиз зор бир топ (Вәһ. 7:9, 10). Биз улар һәққидә немиләрни үгинимиз? Йоһан шундақ сөзләрни аңлиған: «Булар бүйүк апәттин чиқиватқанлардур. Улар өз кийимлирини жуюп, Қозиниң қенида ақартқанлар» (Вәһ. 7:14). Улар дәһшәтлик балаю-апәттин аман-есән өткәндин кейин, йәр йүзидә әҗайип бәрикәтләрдин бәһримән болуп яшайду (Зәб. 37:9—11, 27—29; Пәнд н. 2:21, 22; Вәһ. 7:16, 17).
7 Мәйли биз асманға елип кетилишкә талланған болайли яки йәр йүзидә қалидиған болайли, Вәһий китавиниң 7-бабида баян қилинған бу тәсвирий сүрәттә өзүмизни көримизму? Биз чоқум бу бапта оқуғанларни өз бешимиздин өткүзидиғанлиғимизға ишинишимиз керәк. Худа хизмәткарлири арисидики һәр икки топниң әҗайип гөзәл келәчиги болиду! Биз Йәһваниң һөкүмранлиғини қоллашни таллиғанлиғимиз үчүн шат-хорамлиққа чөмүмиз. Вәһий китави бизгә дәһшәтлик балаю-апәт һәққидә немиләрни ейтип бериду? (Мәт. 24:21)
ХУДАҒА ҚАРШИ ЧИҚҚУЧИЛАРНИ ҚАНДАҚ АҚИВӘТ КҮТҮП ТУРИДУ?
8. Дәһшәтлик балаю-апәт қандақ башлиниду вә көпчилик кишиләр қандақ инкас қайтуриду?
8 Алдинқи мақалидә тилға елинғандәк, бу дунияниң сәясий күчлири пат йеқинда Бүйүк Бабил, йәни дунияниң сахта дин империясигә һуҗум қилиду (Вәһ. 17:16, 17). Бу һәрикәт дәһшәтлик балаю-апәтниң башланғанлиғидин дерәк бериду. Нәтиҗидә, нурғун кишиләр кәлкүндәк еқип келип, Йәһваға ибадәт қилишқа башламду? Яқ. Вәһий 6-бапта көрситилишичә, әшу һалқилиқ пәйттә Йәһваға ибадәт қилмайдиғанлар болса, тағ билән селиштурулған дунияниң сәясий вә сода-тиҗарәт түзүлмисидин пана издәйду. Улар Худаниң Падишалиғини қоллимиғачқа, Йәһва уларни қарши чиққучилар дәп қарайду (Луқа 11:23; Вәһ. 6:15—17).
9. Дәһшәтлик балаю-апәттә Йәһваниң хәлқи қандақ пәриқлиқ болуп туриду вә нәтиҗидә уларға немә болиду?
9 Һәқиқәтән, бу еғир балаю-апәт мәзгилидә Йәһваниң садиқ хизмәтчилири пәриқлиқ болуп туриду. Улар йәнила йәр йүзидики Йәһва Худаға хизмәт қилидиған вә вәһший девини қоллашни рәт қилидиған бирдин-бир кишиләр топи болуп қалиду (Вәһ. 13:14—17). Улар Йәһваға садиқ қалғачқа, Йәһваға қарши чиққучилар қаттиқ ғәзәплиниду. Нәтиҗидә, дөләтләр бирлишип, дунияниң һәрқайси җайлиридики Худа хәлқигә һуҗум қилиду. Муқәддәс китапта бу шиддәтлик һуҗум Магогдин болған Гогниң һуҗуми дәп тәсвирләнгән (Әзәк. 38:14—16).
10. Вәһий 19:19—21 айәтләрдә тәсвирләнгәндәк, Йәһва Өз хәлқигә қилинған һуҗумға қандақ инкас қайтуриду?
10 Йәһва бу рәһимсизләрчә қилинған һуҗумға қандақ инкас қайтуриду? У бизгә шундақ дәйду: «Ғәзивим билән мениң қәһрим өрләп чиқиду» (Әзәк. 38:18, 21—23). Вәһий 19-бапта кейин немә ишлар йүз беридиғанлиғи тәсвирләнгән. Пәрвәрдигар Өз хәлқини қоғдашқа вә уларниң дүшмәнлирини мәғлуп қилишқа Оғлини әвәтиду. Асманда садиқ пәриштиләр вә 144000 майланғанлардин тәшкилләнгән зор қошун Әйса билән бирликтә Магогдин болған Гогқа қарши җәңгә атлиниду (Вәһ. 17:14; 19:11—15). Бу урушниң нәтиҗиси қандақ болиду? Йәһваға қарши чиққан барлиқ инсанлар вә тәшкилатлар пүтүнләй һалак қилиниду (Вәһий 19:19—21ни оқуң).
УРУШТИН КЕЙИН ТОЙ БОЛИДУ
11. Вәһий китавиниң әң жуқури пәллиси сүпитидә қайси муһим иш йүз бериду?
11 Худаниң дүшмәнлири пүтүнләй һалак қилинғанда, йәр йүзидә аман қалған садақәтмән кишиләрниң қандақ һис-туйғуда болидиғанлиғини тәсәввур қилип беқиң! Шу чағда һәммиси шат-хорамлиққа чөмиду! Бүйүк Бабил вәйран қилинғанда, асманда хошаллиқ садаси яңрисиму, техиму зор шат-хорамлиқ елип келидиған йәнә бир иш бар (Вәһ. 19:1—3). Бу — Қозиниң той күни. Әмәлийәттә, бу Вәһий китавиниң әң жуқури пәллисидур (Вәһ. 19:6—9).
12. Вәһий 21:1, 2-айәтләрдә көрситилгәндәк, қозиниң тойи қачан болиду?
12 Той қачан болиду? Армагедон урушидин илгири, 144000ниң һәммиси асманда җәм болиду. Бирақ бу техи қозиниң той қилидиған вақти әмәс (Вәһий 21:1, 2ни оқуң). Армагедон уруши йүз берип, Худаниң барлиқ дүшмәнлири йоқ қилинғандин кейин, қозиниң тойи болиду (Зәб. 45:3, 4, 13—17).
13. Қозиниң тойида немә иш йүз бериду?
13 Қозиниң тойида немә иш йүз бериду? Худди той әр билән аялни бирләштүргәндәк, бу символлуқ той падиша Әйса Мәсиһ билән униң «келинчиги», йәни талланған 144000 кишини, бирләштүриду. Бу муһим вақиәдә йәр йүзи үстидин 1000 жил һөкүмранлиқ қилидиған йеңи һөкүмәт мәйданға келиду (Вәһ. 20:6).
ҺӘШӘМӘТЛИК ШӘҺӘР ВӘ КЕЛӘЧИГИҢИЗ
14, 15. Вәһий 21-бап талланған 144000ни немә билән селиштуриду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
14 Кейин Вәһий 21-бап талланған 144000ни «йеңи Йерусалим» дәп аталған әҗайип гөзәл шәһәр билән селиштуриду (Вәһ. 21:2, 9). Бу шәһәр тамлириниң һулида 12 таш болуп, уларда Қозиниң 12 әлчисиниң исимлири йезилған еди. Бу немә үчүн әлчи Йоһанниң қизиқишини қозғиған? Чүнки у өз исминиң әшу ташларниң биригә йезилғанлиғини көргән еди. Бу әҗайип чоң шан-шәрәп! (Вәһ. 21:10—14; Әфәс. 2:20)
15 Бу символлуқ шәһәргә охшайдиған йәнә бир шәһәр йоқ. Униң чоң кочиси сап алтун, 12 дәрвазиси мәрвайит болуп, тамлири вә һули қиммәтлик ташлар билән зенәтләнгән вә мукәммәл тәңпуңлуқ өлчәмлири билән бена қилинған еди (Вәһ. 21:15—21). Бирақ әлчи Йоһан бир нәрсиниң камлиғиға диққәт қилған. Униң бизгә немә дәйдиғанлиғиға диққәт қилиң: «Шәһәрдә мәркизий ибадәтханини көрмидим, чүнки униң мәркизий ибадәтханиси — Һәммигә Қадир Йәһва Худа вә Қозидур. Шәһәр қуяш яки айниң йорутушиға һаҗәт әмәс, сәвәви Худаниң шан-шөһрити уни йорутатти һәм униң шамдини Қоза еди» (Вәһ. 21:22, 23). Йеңи Йерусалимни тәшкил қилғучилар Йәһва билән биллә болиду (Ибр. 7:27; Вәһ. 22:3, 4). Демәк, Йәһва билән Әйса — у шәһәрниң ибадәтханисидур.
16. Худа Падишалиғи миң жил һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә, инсанийәт немиләрни баштин кәчүриду?
16 Майланғанлар бу шәһәр тоғрисида ойланса, әҗайип һаяҗанға чөмиду. Амма йәр йүзидә яшаш үмити кишиләрниңму униңға қизиқиши керәк. Худа Падишалиғи миң жил һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә, йеңи Йерусалим йәр йүзигә сан-санақсиз бәрикәтләрни елип келиду. Әлчи Йоһан шу келиватқан бәрикәтләрни худди һаятлиқ сүйи еқиватқан дәрияни көргәндәк көргән. Дәрияниң икки қирғиғида вә пүткүл хәлиқләргә шипа болидиған йопурмақлар өскән һаятлиқ дәриғи бар еди (Вәһ. 22:1, 2). Шу чағда яшайдиған барлиқ инсанлар әшу яхши нәрсиләрдин бәһримән болуш пурситигә еришип, Йәһваға бойсунған барчә инсанлар бара-бара мукәммәл болиду. Әнди нә кесәллик, нә азап-оқубәт, нә һәсрәтлик көз яшлири әсла болмайду (Вәһ. 21:3—5).
17. Вәһий 20:11—13 айәтләрдә көрситилгәндәк, миң жиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә бәрикәтләрдин ким мәнпәәтлиниду?
17 Бу есил бәрикәтләрдин ким мәнпәәтлиниду? Биринчи болуп, Армагедондин аман-есән өткән зор бир топ халайиқ вә бәлким йеңи дунияда туғулидиған балилар. Амма Вәһий 20-бапта өлүкләрниң тирилидиғанлиғи тоғрисида вәдә берилгән (Вәһий 20:11—13ни оқуң). Өтмүштә Худаға садиқ яшап, өлүп кәткән һәққаний кишиләр вә Яратқучи Йәһва һәққидә һечқандақ үгиниш пурсити болмиған һәққаний әмәс кишиләрниң һәммиси йәр йүзидә яшашқа тирилдүрүлиду (Әлч. 24:15; Йоһ. 5:28, 29). Бу миң жиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә, һәммә адәм йәр йүзидә тирилидиғанлиғини билдүрәмду? Яқ. Бәзи кишиләрниң өлүп кетиштин илгири, Йәһвани тонушқа йетәрлик пурсәтлири болған болсиму, улар Яратқучиға ибадәт қилишни рәт қилип, давамлиқ рәзиллик қилғачқа, улар тирилдүрүлмәйду. Чүнки улар өз иш-һәрикәтлири арқилиқ өзлириниң йәр йүзи җәннәттә яшашқа лайиқ әмәслигини испатлиған (Мәт. 25:46; Сал. 2-х. 1:9; Вәһ. 17:8; 20:15).
АХИРҚИ СИНАҚ
18. Миң жилниң ахирида йәр йүзидә әһвал қандақ болиду?
18 Миң жил ахирлашқанда, йәр йүзидә яшайдиғанларниң һәммиси мукәммәлликкә қайтиду. Әнди һечким Адәм атидин мирас қалған гунаниң тәсиригә йәнә учримайду (Рим. 5:12). Шу чағда гунаниң ләнити пүтүнләй йоқ болиду. Миң жилниң ахирида йәр йүзидә барлиқ инсанлар мукәммәлликкә еришиду. Демәк, бу тәриқидә һәммә инсан тирилип туриду (Вәһ. 20:5).
19. Немә үчүн йәр йүзидики инсанлар әң ахирқи синаққа дуч келиши лазим?
19 Биз билимизки, Әйса Мәсиһ Шәйтанниң түрлүк синақлириға учриған болсиму, Худаға садиқлиғини сақлап қалған. Амма барлиқ мукәммәл инсанлар шундақ садиқ қелишни халамду? Миң жиллиқ һөкүмранлиқ ахирлашқанда, Шәйтан теги йоқ һаңдин азат қилиниду. Шу чағда йәр йүзидики һәрбир инсан әң ахирқи бир қетимлиқ синаққа дуч келиду вә Йәһваға садиқ қелишни халайдиған яки халимайдиғанлиғини көрситиду (Вәһ. 20:7). Бу ахирқи синақта садиқлиғини сақлап қалғанлар мәңгүлүк һаят вә һәқиқий әркинликтин бәһримән болиду (Рим. 8:21). Исиянчилар болса, Шәйтан вә униң җинлири билән бирликтә мәңгүгә һалак қилиниду (Вәһ. 20:8—10).
20. Вәһий китавидики кишини һаяҗанға салидиған бәшарәтләр сизни қандақ һис-туйғуға кәлтүриду?
20 Вәһий китавиниң қисқичә мәзмунини көрүп чиққандин кейин қандақ һис-туйғуға кәлдиңиз? Өзүңизни бу һәйран қаларлиқ бәшарәтләрниң ичидә көрүп, һаяҗанға чөмдиңизму? Бу чоқум сизни башқиларни бирликтә Худаға пак ибадәт қилишқа дәвәт қилишқа үндәйду (Вәһ. 22:17). Биз муһакимә қилған кәлгүсидә йүз беридиған әшу һәйран қаларлиқ вақиәләр әқлимиз вә қәлбимизни чоңқур һаяҗанға салғачқа, бизму әлчи Йоһандәк «Амин! Кәл, Һакимдаримиз Әйса» дейишни халаймиз (Вәһ. 22:20).
151-НАХША Худа оғуллириниң аян болуши
a Бу Вәһий китави һәққидә бир қатар мақалиләрниң ахирқи мақалиси. Буниңда Йәһваға садиқ қалғанларниң парлақ келәчиги болидиғанлиғи, әксичә Худаниң һөкүмранлиқ һоқуқиға қарши чиққучиларниң номуслуқ ақивәткә дучар болуп, йоқ қилинидиғанлиғи тоғрилиқ үгинимиз.