Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

10-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Биз һәммимиз үгәнгүчиләрниң чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм берәләймиз

Биз һәммимиз үгәнгүчиләрниң чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм берәләймиз

«Һәрбир әза... тәнниң өсүшигә ярдәм қилмақта» (ӘФӘС. 4:16).

21-НАХША Рәһимдил болған бәхитлик

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Муқәддәс китап үгәнгүчисиниң чөмдүрүлүштин өтүшигә кимләр ярдәм берәләйду?

 ФИДЖИДА яшайдиған Эйми исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Мән Муқәддәс китаптин үгәнгәнлиримни яхши көрдүм. Үгәнгәнлиримниң һәқиқәт екәнлигини билдим. Бирақ қериндашлар билән арилашқандин кейинла, керәклик өзгиришләрни қилип, чөмдүрүлүштин өттүм». Униң тәҗрибиси муһим бир һәқиқәтни көрсәткән: Муқәддәс китап оқуғучиси җамаәттикиләрниң ярдимини алғанда, техиму алға илгириләп, чөмдүрүлүштин өтүши мүмкин.

2 Җамаәтниң өсүшигә һәрбир вәз ейтқучи өз һәссисини қошалайду (Әфәс. 4:16). Вануатуда яшайдиған Лейлани исимлиқ пионер мундақ дәйду: «Балини чоң қилиш үчүн пүтүн йеза адәмлириниң ярдими керәк, дегән мақал бар. Шагирт тәйярлаш ишиму мошуниңға охшаш. Адәттә бирсиниң һәқиқәткә келишигә пүтүн җамаәт ярдәм бериду». Балиниң өсүп йетилишигә аилә әзалири, достлири вә муәллимлири өз һәссисини қошиду. Улар балини илһамландуруш вә униңға муһим тәлим-тәрбийә бериш арқилиқ шу мәхсәткә йетәләйду. Шуниңдәк, қериндашлар Муқәддәс китап үгәнгүчилиригә мәслиһәт берип, илһамландуруп вә уларға яхши үлгә көрситип, чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм берәләйду (Пәнд н. 15:22).

3. Анна, Дорин вә Лейлани қериндашлиримизниң сөзлиридин немини үгәндиңиз?

3 Немә үчүн Муқәддәс китап үгинишини өткүзиватқан вәз ейтқучи башқа вәз ейтқучиларниң ярдимини қобул қилиши керәк? Молдовадики мәхсус пионер Аннаниң сөзлиригә диққәт қилайли: «Бир вәз ейтқучи үчүн үгәнгүчиниң роһий җәһәттин өсүп, һәммә еһтияҗлирини қанаәтләндүрүш бәкму қийин». Шу дөләттә хизмәт қиливатқан Дорин исимлиқ мәхсус пионер: «Адәттә башқа вәз ейтқучиларниң мән һечқачан ойлимиған сөзлири Муқәддәс китап үгәнгүчисиниң қәлбигә тәсир қилиши мүмкин»,— дәп ейтқан. Лейлани йәнә бир сәвәпни ейтиду: «Қериндашларниң үгәнгүчигә көрсәткән меһир-муһәббити вә ғәмхорлуғи Худаниң хәлқи ким екәнлигини ениқлашқа ярдәм берәләйду» (Йоһ. 13:35).

4. Бу мақалидә биз немини муһакимә қилимиз?

4 Бирақ сиз өзүңиздин: «Муқәддәс китап үгинишини өткүзмисәм, үгәнгүчигә шәхсән қандақ ярдәм берәләймән?»— дәп сорайдиғансиз. Келиңлар, әгәр бирси бизни Муқәддәс китап үгинишигә чақирса вә үгәнгүчи учришишлиримизға қатнишишни башлиса, биз немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқайли. Шундақла ақсақаллар Муқәддәс китапни үгиниватқан кишиниң чөмдүрүлүштин өтүшигә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини көримиз.

БАШҚА ВӘЗ ЕЙТҚУЧИНИҢ МУҚӘДДӘС КИТАП ҮГИНИШИГӘ БАРҒАНДА

Сиз Муқәддәс китап үгинишигә бериштин авал тәтқиқ қилинидиған мавзуға алдин-ала тәйярлиқ қилиң (5—7 абзацларға қараң)

5. Сизни Муқәддәс китап үгинишигә чақирса, немә қилишиңиз керәк?

5 Адәттә үгиниватқан кишиниң Худа Сөзини чүшинишигә ярдәм бериштә үгәткүчи қериндаш җавапкарлиқни өз үстигә алиду. Әгәр үгәткүчи сизни өзиниң үгинишигә чақирса, өзүңизни ярдәм бәргүчи, дәп қаришиңиз керәк. Сизниң мәхситиңиз уни қоллап-қувәтләш (Вәз 4:9, 10). Сиз барған Муқәддәс китап үгинишиниң үнүмлүк болуши үчүн қандақ һәссә қошалайсиз?

6. Вәз ейтқучиниң Муқәддәс китап үгинишигә барғанда, сиз Пәнд-нәсиһәтләр 20:18-айәттики принципни қандақ қоллиналайсиз?

6 Муқәддәс китап үгинишигә тәйярлиқ қилиң. Авал үгәткүчидин үгәнгүчи тоғрилиқ азирақ ейтип беришни сораң (Пәнд-нәсиһәтләр 20:18ни оқуң). Униңдин мундақ соришиңиз мүмкин: «Үгиниватқан кишиниң келип чиқиши қандақ? Қайси мавзуни муһакимә қилимиз? Үгәнгүчиниң немини чүшинишини халайсиз? Үгиништә немә ейтиш яки ейтмаслиқ, немә қилиш яки қилмаслиқ керәк? Үгәнгүчиниң роһий җәһәттин өсүшигә немә ярдәм берәләйду?» Ениқки, үгәткүчи үгәнгүчиниң сирлирини ейтмайду, лекин у ейтқан нәрсиләр пайдилиқ болуши мүмкин. Джой исимлиқ миссионер униң билән биллә Муқәддәс китап үгинишигә барған қериндашларға шу киши тоғрилиқ ейтип бериду. У мундақ дәйду: «Бундақ мәлумат шеригимниң үгәнгүчигә қизиқиш көрситип, үгиништә у қандақ һәссисини қошалайдиғанлиғини билишигә ярдәм берәләйду».

7. Бирсиниң үгинишигә қатнашсиңиз, немә үчүн үгинишкә алдин-ала тәйярлиқ қилишиңиз керәк?

7 Әгәр бирси сизни үгинишкә чақирса, муһакимә қилинидиған мавзуни тәйярлиқ қилсиңиз яхши болиду (Әзра 7:10). Дорин бурадәр мундақ дәйду: «Әгәр шеригим үгинишкә алдин-ала тәйярлиқ қилса, мән буни бәк қәдирләймән. Шу чағда, у үгиништә пайдилиқ ой-пикирләрни ейталайду». Үгәнгүчи бизниң үгинишкә тәйярлиқ қилип кәлгәнлигимизни көргәндә, бу униң үчүн яхши үлгә болиду. Әгәр үгинишкә пухта тәйярлиқ қилалмисиңизму, асасий ой-пикирләрни тепиш үчүн бираз вақит чиқарсиңиз яхши болиду.

8. Муқәддәс китап үгиниши вақтида, дуайиңизниң әһмийити болидиғанлиғиға қандақ көз йәткүзәләйсиз?

8 Дуа қилиш — Муқәддәс китап үгинишиниң муһим бир қисми. Әгәр үгәткүчи сиздин дуа қилишни сориса, немә ейтидиғанлиғиңизни алдин-ала ойлап көрүң. Шу чағда, дуайиңиз әһмийәтлик болуши мүмкин (Зәб. 141:2). Япониядики қериндишимиз Ханае униң үгәткүчиси билән кәлгән қериндашниң дуалирини бу кәмгичә есидә сақлиған. У мундақ дәйду: «Қериндашниң Худа билән болған достлуқ мунасивити бәк күчлүк екәнлигини һис қилдим вә униңға охшаш болғум кәлди. У дуада мениң исмимни тилға алғанда, мени яхши көридиғанлиғини һис қилдим».

9. Яқуп 1:19-айәткә асасән, үгиништә яхши шерик болуш үчүн немә қилалайсиз?

9 Үгиништә үгәткүчини қоллап-қувәтләң. Нигериядә хизмәт қиливатқан мәхсус пионер Омамуовби мундақ дәйду: «Яхши шерик үгиниш вақтида зәң қоюп тиңшайду. Үгиниш вақтида үгәткүчи йетәкчиликни өз бойниға алиду, шерик болса буни чүшинип, артуқ сөз қилмай өз һәссисини қошиду». Шуңа сизгә қачан вә немә ейтиш керәк? (Пәнд н. 25:11) Үгәткүчи үгәнгүчи билән сөзлишиватқанда, уларниң сөзини бөлмәй, диққәт қоюп тиңшаң (Яқуп 1:19ни оқуң). Шу чағдила сиз яхши шерик болуп ярдәм берәләйсиз. Сиз бир нәрсә ейтиштин авал ойлишиңиз керәк. Мәсилән, сиз көп сөзләшни, үгәткүчиниң сөзини бөлүшни яки башқа мәзмунға өтүшни халимайсиз. Амма орунлуқ ой-пикир, рәсим вә соал арқилиқ мәзмунни ениғирақ чүшәндүрүп берәләйсиз. Бәзи вақитларда, өзүңизни үгинишкә көп һәссә қошалмайдиғандәк һис қилишиңиз мүмкин. Бирақ үгәнгүчини махтисиңиз, униңға шәхсий қизиқиш көрсәтсиңиз, униң роһий җәһәттин өсүшигә көп ярдәм берәләйсиз.

10. Бешиңиздин өткәнләр Муқәддәс китап үгиниватқан кишигә қандақ ярдәм берәләйду?

10 Бешиңиздин өткәнләрни ейтип бериң. Әгәр мувапиқ көрсиңиз, сиз үгәнгүчигә һәқиқәткә қандақ кәлгәнлигиңизни, қийинчилиқларни қандақ баштин өткүзгәнлигиңизни вә һаятиңизда Йәһваниң қандақ ярдәм бәргәнлигини ейтип бәрсиңиз болиду (Зәб. 78:4, 7). Баштин кәчүргәнлириңиз дәл униң аңлиши керәк болған нәрсә болуши мүмкин. Бәлким, бу униң ишәнчисини күчәйтиши яки уни чөмдүрүлүштин өтүшигә дәвәт қилиду, яки болмиса тәҗрибиңиз униңға дуч келиватқан синақларни қандақ йеңәләйдиғанлиғини көрситиши мүмкин (Пет. 1-х. 5:9). Бразилиядики Габриэл исимлиқ пионер Муқәддәс китап үгинишидин қандақ пайда алғанлиғини есигә алиду. У мундақ дәйду: «Мән қериндашларниң баштин өткүзгәнлирини аңлиғанда, Йәһва бизниң дуч кәлгән қийинчилиқлиримизни яхши билиду, дәп чүшәндим. Әгәр қериндашлар қийинчилиқларни йәңгән болса, мәнму шундақ қилалаймән».

ҮГӘНГҮЧИ УЧРИШИШЛАРҒА КӘЛГӘНДӘ

Биз һәммимиз үгәнгүчиләрни җамаәт учришишлириға қатнишишқа дәвәт қилалаймиз (11-абзацқа қараң)

11, 12. Немә үчүн учришишларға келиватқан үгәнгүчини қизғин қарши елишимиз керәк?

11 Үгәнгүчи чөмдүрүлүштин өтүши үчүн, дайим җамаәт учришишлириға келип улардин пайда елиши керәк (Ибр. 10:24, 25). Адәттә үгәткүчи уни биринчи қетим жиғилишқа чақириду. У ибадәткә қатнишишқа башлиғанда, һәммимиз уни давамлиқ Ибадәт өйигә келишкә дәвәт қилалаймиз. Буни қандақ қилсақ болиду?

12 Үгәнгүчини қизғин қарши елиң (Рим. 15:7). Әгәр үгәнгүчини қизғин қарши алсақ, у Ибадәт өйигә келишни халайдиған болиду. Уни хиҗаләткә қалдурмай, иллиқ чирай билән қарши елип, башқилар билән тонуштуруң. Униңға башқа бирси ғәмхорлуқ қиливатиду, дәп ойлимаң. Уни үгитиватқан вәз ейтқучи учришишқа кечикип қелиши яки униң башқа вәзипилири болуши мүмкин. Үгәнгүчиниң ейтқанлирини көңүл қоюп тиңшаң вә униңға шәхсий қизиқишни көрситиң. Уни иллиқ қарши елишиңиз униңға қандақ тәсир қилалайду? Бирнәччә жил бурун чөмдүрүлүштин өткән вә һазир хизмәт ярдәмчисиниң вәзиписини қиливатқан Дмитрий бурадәрниң тәҗрибисигә диққәт қилип бақайли. Биринчи қетим жиғилишқа кәлгәнлигини есигә елип, у мундақ дәйду: «Бир бурадәр мениң Ибадәт өйиниң алдида әнсирәп турғанлиғимни көрүп, меһрибанлиқ билән мени Ибадәт өйиниң ичигә киришкә тәклип қилди. Нурғунлири алдимға саламлишиш үчүн чиқти. Мән һәйран болуп қалдим. Маңа учришишлар шунчилик йеқип қалдики, һәтта һәр күни шундақ учришишларниң өтүшини халидим. Мән башқа һеч йәрдә һис қилмиған нәрсини һис қилдим».

13. Жүрүш-турушиңиз Муқәддәс китапни үгиниватқан кишигә қандақ тәсир қилалайду?

13 Яхши үлгә көрситиң. Жүрүш-турушиңиз үгәнгүчиниң һәқиқәтни тапқанлиғиға көз йәткүзишигә ярдәм берәләйду (Мәт. 5:16). Молдовадики Виталий исимлиқ пионер мундақ дәйду: «Мән җамаәттики қериндашларниң қандақ турмуш кәчүрүватқанлиғи, ой-пикир жүргүзиватқанлиғи вә қандақ иш-һәрикәтләрдә болуватқанлиғини көрдүм. Бу мени Йәһва гувачилири Худаниң һәқиқий хизмәтчилири екәнлигигә ишәндүрди».

14. Үлгиңиз башқиларниң роһий җәһәттин өсүшигә қандақ ярдәм берәләйду?

14 Үгәнгүчи чөмдүрүлүштин өтүши үчүн билгәнлирини әмәлийәттә қоллиниши керәк. Буни қилиш һәрдайим асанға чүшмәйду. Амма үгәнгүчи сизниң Муқәддәс китап принциплириға әмәл қилиштин қандақ пайда алидиғанлиғиңизни байқиғанда, сизни үлгә қилишни халайду (Кор. 1-х. 11:1). Жуқурида тилға елинған Ханаениң тәҗрибисигә диққәт қилайли. У мундақ дәйду: «Мән қериндашларниң қиливатқан ишлиридин үлгә елип, қандақ илһам берәләйдиғанлиғимни, кәчүрүмчан болалайдиғанлиғимни вә меһир-муһәббәт көрситәләйдиғанлиғимни көрдүм. Улар башқилар тоғрилиқ һәрқачан яхши нәрсиләрни ейтатти. Мән улардин үлгә елишни халидим».

15. Пәнд-нәсиһәтләр 27:17-айәт җамаәт учришишлириға давамлиқ қатнишиватқан үгәнгүчигә дост болуш керәклигини чүшинишкә қандақ ярдәм берәләйду?

15 Үгәнгүчи билән дост болуң. Үгәнгүчи җамаәт учришишлириға қатнашқансири, униңға давамлиқ қизиқишни көрситиң (Флп. 2:4). Униң билән йеқинирақ тонушушқа тиришиң. Униң қилған өзгиришлирини көрүп, хошал болғанлиғиңизни ейтсиңиз болиду. Уни хиҗаләткә қалдуридиған соалларни соримай, униңдин аилиси, Муқәддәс китап үгиниши вә қәйәрдә ишләватқанлиғи һәққидә сорисиңиз болиду. Шундақ қилсиңиз, бир-бириңларға йеқинирақ болисиләр. Сиз үгәнгүчи билән дост болсиңиз, чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм берәләйсиз (Пәнд-нәсиһәтләр 27:17ни оқуң). Ханае һазир пионер болуп хизмәт қиливатиду. У җамаәт учришишиға биринчи қетим кәлгәнлигини есигә елип мундақ дәйду: «Мән җамаәттә достларни тапқанда, учришишларни тақәтсизлик билән күткән вә һәтта шунчилик һерип кәтсәмму, уларға бараттим. Йеңи достлар билән арилишишни яхши көрәттим вә бу Йәһваға хизмәт қилмайдиған достлар билән арилишишни тохтитишимға ярдәм бәрди. Мән Йәһва Худа вә қериндашлиримға техиму йеқинирақ болушни халидим. Шуңа чөмдүрүлүштин өтүшни қарар қилдим».

16. Үгәнгүчи җамаәттә өзини яхши һис қилиши үчүн сиз йәнә немә қилалайсиз?

16 Үгәнгүчи роһий җәһәттин өскәнсири, униңға өзини җамаәтниң әзасидәк һис қилишиға ярдәм бериң. Буни меһмандост болуш арқилиқ қилалайсиз (Ибр. 13:2). Молдовадики бурадәр Денис өз үгәнгән вақтини есигә елип, мундақ дәйду: «Қериндашлар аялим иккимизни меһманға бирнәччә қетим чақирди. Биз Худаниң уларға қандақ ярдәм бәргәнлигини аңлидуқ. Шу бизгә илһам бәрди. Шундақ арилишип өтүш Йәһва Худаға хизмәт қилишқа дәвәт қилди вә әгәр шундақ қилсақ, әҗайип һаят кәчүрәләйдиғанлиғимизға көз йәткүзүшимизгә ярдәм бәрди». Үгәнгүчи вәз ейтқучи болғанда, уни вәз хизмәткә чиқишқа чақирсиңиз болиду. Бразилиядики вәз ейтқучи Диего мундақ дәйду: «Нурғун қериндашлар мени вәз хизмитигә чақиратти. Бу болса, улар билән йеқинирақ тонушушниң әң яхши усули болған. Шундақ қилип, мән Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ һәққидә көпирәк нәрсиләрни билдим вә Уларға техиму йеқин болғанлиғимни һис қилдим».

АҚСАҚАЛЛАР ҚАНДАҚ ЯРДӘМ БЕРӘЛӘЙДУ?

Ақсақаллар, силәрниң үгәнгүчиләргә сәмимий қизиқиш көрситишиңлар уларниң роһий җәһәттин өсүшигә ярдәм берәләйду (17-абзацқа қараң)

17. Ақсақаллар Муқәддәс китапни үгиниватқан адәмләргә қандақ ярдәм берәләйду?

17 Үгәнгүчиләр үчүн вақтиңизни чиқириң. Ақсақаллар, силәрниң үгәнгүчиләргә болған сәмимий қизиқишиңлар, уларниң чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм берәләйду. Җамаәт учришишлирида улар билән пат-пат параңлишип турамсиз? Әгәр улар учришишларда җавап беришкә башлиғанда, силәр уларниң исмини атисаңлар, улар сәмимий көңүл бөлгиниңларни һис қилалайду. Әгәр вәз ейтқучи силәрни үгинишкә чақирса, униң билән бериш үчүн вақит тапаламсиләр? Бәлким силәр ойлиғандинму көпирәк уларға ярдәм берисиләр. Нигериядә яшайдиған Джеки исимлик пионер мундақ дәйду: «Көплигән үгәнгүчиләр мениң билән барған бурадәрниң ақсақал екәнлигини билгәндә һәйран қалған. Муқәддәс китапни үгиниватқан бир әр киши мундақ дегән: “Бизниң диний йетәкчимиз мени һечқачан йоқлап кәлмигән. У пәқәт пул төлигән бай кишиләргила баратти”». Мана әнди, бу үгәнгүчи җамаәт учришишлириға баридиған болди.

18. Әлчиләр 20:28-айәттә йезилғандәк, ақсақаллар өз вәзипилирини қандақ орунлалайду?

18 Үгәткүчиләрни үгитип, уларни қоллап-қувәтләң. Ақсақаллар, силәргә вәз ейтқучиларниң вәз хизмәттә вә Муқәддәс китап үгинишини өткүзүштә маһир болушиға ярдәм бериш вәзиписи тапшурулған (Әлчиләр 20:28ни оқуң). Әгәр вәз ейтқучи сизниң алдиңизда үгинишини өткүзүштин уялса, униңдин мошу үгинишни өткүзүшни сораң. Жуқурида тилға елинған Джеки мундақ дәйду: «Ақсақаллар үгәнгүчилирим һәққидә дайим сорап туриду. Мән Муқәддәс китап үгинишини өткүзүватқанда, қийин мәсилиләргә дуч кәлсәм, ақсақаллар маңа пайдилиқ мәслиһәтләрни бериду». Ақсақаллар Муқәддәс китап үгинишини өткүзүватқанларни илһамландуруш үчүн көп ишларни қилалайду (Сал. 1-х. 5:11). Джеки йәнә мундақ дәйду: «Ақсақаллар мени илһамландуруп, мениң әмгигимни қәдирләйдиғанлиғини ейтқанда, мән хошал болумән. Бундақ сөзләр маңа иссиқ күндә бир чинә соғ судәк илһам бериду. Уларниң миннәтдарлиғи өзүмгә болған ишәнчимни вә Муқәддәс китап үгиниши өткүзүштин тапқан хошаллиғимни ашуриду» (Пәнд н. 25:25).

19. Биз һәммимиз қандақ хошаллиқа еришәләймиз?

19 Һәтта бирси билән Муқәддәс китап үгинишини өткүзмисәкму, бирақ бәрибир униң роһий җәһәттин өсүшигә ярдәм берәләймиз. Үгиништә көп сөзлимәй, яхши тәйярлап кәлгән җаваплиримиз билән үгәткүчини қоллап-қувәтләләймиз. Үгәнгүчиләр Ибадәт өйигә кәлгәндә, биз улар билән дост болуп, уларға яхши үлгә көрситиләймиз. Ақсақаллар үгәнгүчиләр үчүн вақитни чиқириш, үгәткүчиләргә болса, махташ сөзлири қилиш арқилиқ илһам берәләйду. Һәқиқәтән, башқиларниң Атимиз Йәһвани яхши көрүп, Униңға хизмәт қилишиға азғина болсиму ярдәм қилсақ, бу бизни бәкму хошал қилиду, шундақ әмәсму?

139-НАХША Уларни чиң турушқа үгәткин

a Бәлким һазир бәзибирлиримиз Муқәддәс китап үгинишини өткүзмәймиз. Амма биз башқиларниң өзини Худаға беғишлап, чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм берәләймиз. Мошу мақалидә, башқиларға мошу мәхсәткә йетишкә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.