Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

13-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһва Худа бизни қандақ һимайә қилиду?

Йәһва Худа бизни қандақ һимайә қилиду?

«Пәрвәрдигар Өзигә садиқларни қоғдайду» (ЗӘБ. 31:23, КТ).

18-НАХША Худаниң чин муһәббити

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Немә үчүн Әйса Атисидин униң шагиртлирини һимайә қилишини өтүнгән?

 ӘЙСА йәр йүзидики һаятиниң әң ахирқи кечисидә, шагиртлири дуч келидиған қийинчилиқлар тоғрилиқ ойлиған. Әйса шагиртлирини бәкму яхши көргәч, у Атисидин уларни Шәйтандин сақлашни өтүнгән (Йоһ. 17:14, 15). Әйса асманға қайтқандин кейин, Шәйтанниң давамлиқ Йәһва Худаға хизмәт қилишни халайдиғанларға қарши җәң қилидиғанлиғини билгән. Ениқки, Йәһва Худаниң хәлқи һимайигә муһтаҗ.

2. Немә үчүн биз Йәһва Худаниң дуалиримизға җавап беридиғанлиғиға ишәнч қилалаймиз?

2 Йәһва Худа Өз Оғлини сөйгәч, униң дуасиға җавап бәргән. Әгәр Худани хошал қилиш үчүн бар күчимизни чиқарсақ, У бизгә меһир-муһәббәт көрситиду, ярдәм вә һимайә сорап қилған дуалиримизға чоқум җавап бериду. Йәһва меһрибан Ата болғачқа, Өз пәрзәнтлиригә давамлиқ ғәмхорлуқ қилмақта. Әгәр Йәһва Атимиз шундақ қилмиса, бу Униң исмиға дағ кәлтүрүп абройини чүширәтти.

3. Бүгүнки күндә биз немә үчүн Йәһва Худаниң һимайисигә муһтаҗ?

3 Шәйтан асмандин қоғлинип, қәһри-ғәзәп билән йәргә чүшкәч, һазир биз Йәһва Худаниң һимайисигә бәк муһтаҗ (Вәһ. 12:12). Шәйтан бәзи кишиләрни шуниңға ишәндүридики, улар Йәһваниң хизмәтчилиригә зиянкәшлик қилса, өзлирини Худаға хизмәт қиливатимиз, дәп ойлайду (Йоһ. 16:2). Худаға ишәнмәйдиған башқилар болса, биз мошу дунияниң еқимиға әгишип яшимиғачқа, бизгә зиянкәшлик қилиду. Бирақ адәмләрниң бизгә қандақ муамилә қилишидин қәтъийнәзәр, биз қорқмаймиз, сәвәви Худа Сөзидә мундақ дәп йезилған: «Пәрвәрдигар Өзигә садиқларни қоғдайду» (Зәб. 31:23 КТ). Йәһва Худа бизни қандақ қоғдайду? Келиңлар, икки усулини көрүп бақайли.

ЙӘҺВА БИЗНИ ҚУРАЛ-ЯРАҚЛАР БИЛӘН ТӘМИНЛӘЙДУ

4. Әфәсликләргә 6:13—17 айәтләргә асасланғанда, Йәһва Худа бизни қоғдаш үчүн бизгә немә бәргән?

4 Худа бизни Шәйтанниң һуҗумидин һимайә қилиш үчүн бизгә қурал-ярақларни бәргән (Әфәсликләргә 6:13—17ни оқуң). Бу қурал-ярақлар бәк күчлүк вә бизни яхши һимайә қилалайду. Бирақ биз бу қурал-ярақларниң һәрбирини кийип, йәшмәй жүргән чағдила, улар бизни қоғдалайду. Бу қурал-ярақларниң һәрбири немини билдүриду? Келиңлар, уларни тәпсилий көрүп чиқайли.

5. Һәқиқәт бәлбеғи дегән немә вә уни немә үчүн бағлишимиз керәк?

5 Һәқиқәт бәлбеғи Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни билдүриду. Немә үчүн һәқиқәт бәлбеғини бағлишимиз керәк? Чүнки Шәйтан ялғанчилиқниң атисидур (Йоһ. 8:44). Шәйтан нәччә миңлиған жиллар давамида, алдаш маһаритини ашуруп, пүтүн дунияни аздуруп кәлмәктә (Вәһ. 12:9). Бирақ Муқәддәс китаптики һәқиқәтләр бизни ялғанчилиққа алдинип қелиштин қоғдайду. Биз Йәһва Худа тоғрилиқ билим алсақ, муқәддәс роһ вә һәқиқәткә мас ибадәт қилсақ вә һәрбир нәрсидә өзүмизни сәмимий растчил тутсақ, бу һәқиқәт бәлбеғини бағлиған болумиз (Йоһ. 4:24; Әфәс. 4:25; Ибр. 13:18).

Бәлбағ: Муқәддәс китаптики һәқиқәтләр

6. Һәққанийлиқ савути дегән немә вә немә үчүн уни кийишимиз керәк?

6 Һәққанийлиқ савути Йәһва Худаниң жуқури әхлақий өлчәмлирини билдүриду. Немә үчүн биз һәққанийлиқ савутини кийишимиз зөрүр? Савут әскәрниң жүригини қоғдиғандәк, һәққанийлиқ савутиму бизниң қәлбимизни бу дунияниң яман тәсиридин қоғдайду (Пәнд н. 4:23). Худа бизниң Уни пүткүл қәлбимиз билән сөйүшимизни вә хизмәт қилишимизни халайду (Мәт. 22:36, 37). Шәйтан бизниң Йәһваға чин жүрәктин хизмәт қилишимизни тохтитиш үчүн, Йәһва өч көридиған нәрсиләрни яхши көрүшкә дәвәт қилиду (Яқуп 4:4; Йоһ. 1-х. 2:15, 16). Әгәр Шәйтанниң бу һийлә-микирлири нәтиҗисиз болса, у бизни қорқутуп, Худаниң өлчәмлирини бузидиған ишларни қилдурушқа уруниду.

Савут: Йәһва Худаниң жуқури әхлақий өлчәмлири

7. Һәққанийлиқ савутини қандақ кийәләймиз?

7 Һәққанийлиқ савутини кийгән киши, Йәһва Худаниң неминиң яхши неминиң яман екәнлигигә болған көзқаришини қобул қилип, шу өлчәмләргә мас һаят кәчүриду (Зәб. 97:11). Бәзиләр Худаниң өлчәмлири әркинлигимизни чәкләйду, дәп ойлайду. Бирақ биз Муқәддәс китап өлчәмлиригә мас һаят кәчүрүшни тохтатсақ, уруш вақтида савутини бәк еғир, дәп йешип ташлиған әскәргә охшиған болаттуқ. Бу немә дегән ахмиқанә иш, дәңә! Йәһва Худани сөйидиған адәм үчүн Униң қанунлири еғир жүк әмәс, бәлки һаятни сақлап қалидиған йол башчилиқтур (Йоһ. 1-х. 5:3).

8. Путуңларға течлиқ һәққидики хуш хәвәрни вәз қилиш тәйярлиғини кийиш дегән немини билдүриду?

8 Әлчи Паул путуңларға течлиқ һәққидики хуш хәвәрни вәз қилиш тәйярлиғини кийиңлар, дәп үндигән. Башқичә ейтқанда, Худа Падишалиғи тоғрилиқ хуш хәвәрни вәз қилишқа һәрдайим тәйяр болушимиз керәк. Муқәддәс китаптики хуш хәвәрни башқиларға ейтсақ, етиқадимиз күчийиду. Дунияниң җай-җайлиридики Худа хәлқи башқиларға хуш хәвәрни ейтишниң һәрбир пурситидин хошаллиқ билән пайдилиниду. Мәсилән, ишта, мәктәптә, сода-сетиқ қилидиған җайларда, өйму-өй вәз қилғанда, бир нәрсиләрни сетивалғанда, Йәһва гувачиси әмәс уруқ-туққанларни йоқлап турғанда вә тонуш яки натонуш адәмләр билән сөһбәтләшкәндә, хуш хәвәрни ейтиду. Буни көрүш һәқиқәтән бизгә көп илһам бериду. Әгәр биз бәк қорқуп кетип, вәз қилишни тохтатсақ, уруш вақтида чоруғини селип ташлиған әскәргә охшаш болуп қалимиз. Шундақ әскәрниң путлири оңайла ярлиниду. Нәтиҗидә, шундақ әскәр дүшмәнләрниң һуҗумиға тәқабил туралмайду вә өз әскәр бешиниң буйруқлириға бойсуналмай қалиду.

Чоруқ: Хуш хәвәрни вәз қилишқа һәрқачан тәйяр туруш роһи

9. Немә үчүн биз етиқатниң йоған қалқинини чиң тутушимиз керәк?

9 Етиқатниң йоған қалқини Йәһва Худаға болған иман-етиқадимизни билдүриду. Худа Өзиниң һәммә вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Шундақ етиқат Шәйтанниң барлиқ отлуқ оқлирини өчүрүшимизгә ярдәм бериду. Немә үчүн бу йоған қалқанни елип жүрүшимиз керәк? Чүнки у бизни һәқиқәттин үз өргәнләрниң тәлимлириниң тәсиридин яки тәнқит қилғучиларниң мәсхирә қилип үмүтсизлиништин һимайә қилиду. Иман-етиқат болмиса, Йәһваниң өлчәмлирини бузушқа қайил қилидиған адәмләргә қарши күрәш қилиш үчүн күч чиқиралмаймиз. Амма һәр қетим ишта яки мәктәптә Худа өч көридиған ишларни рәт қилиш арқилиқ биз иман-етиқадимизни һимайә қилимиз (Пет. 1-х. 3:15). Йәһваға хизмәт қилишқа кашила қилидиған жуқури маашлиқ ишни һәр қетим рәт қилиш арқилиқму биз иман-етиқадимизни һимайә қилимиз (Ибр. 13:5, 6). Қаршилиқларға қаримастин, Йәһваға хизмәт қилсақ, етиқатниң йоған қалқини бизни һимайә қилиду (Сал. 1-х. 2:2).

Қалқан: Йәһваға вә Униң вәдилиригә болған етиқат

10. Қутқузуш дубулғиси дегән немә вә немә үчүн уни елип жүрүшимиз керәк?

10 Қутқузуш дубулғиси Йәһва Худа беридиған үмүт. Бу үмүт Йәһва Униң ирадисини орунлайдиған кишиләрни мукапатлайду вә биз һәтта өлүп кәтсәкму, У бизни қайта тирилдүриду дегәнләрни өз ичигә алиду (Сал. 1-х. 5:8; Тим. 1-х. 4:10; Тит. 1:1, 2). Дубулға әскәрниң бешини қоғдиғандәк, қутқузушқа болған үмүтимизму ой-пикиримизни қоғдайду. Қандақ қилип? Худаниң вәдилиригә көз тикишкә дәвәт қилиду вә қийинчилиқларниң бизни бесип чүшишигә қарши турушимизға ярдәм бериду. Қутқузуш дубулғисини қандақ кийип жүрәләймиз? Ой-пикирлиримизни Худаниң пикир қилиш тәрзигә мас кәлтүрүш арқилиқ қилалаймиз. Биз үмүтимизни өзгиришчан байлиққа әмәс, Худаға бағлаймиз (Зәб. 26:2; 104:34; Тим. 1-х. 6:17).

Дубулға: Мәңгүлүк һаятқа болған үмүт

11. Муқәддәс роһ қиличи дегән немә вә немә үчүн уни ишлитишимиз керәк?

11 Муқәддәс роһ қиличи Худа Сөзи Муқәддәс китапни билдүриду. Бу қилич түрлүк ялғанчилиқларни ашкарилаш вә сахта тәлимләрниң һәм зиян кәлтүридиған адәтләрниң қуллиғидин кишини қутқузуш күчигә егә (Кор. 2-х. 10:4, 5; Тим. 2-х. 3:16, 17; Ибр. 4:12). Муқәддәс китапни шәхсий тәтқиқ қилсақ вә Худа тәшкилатидин алған тәлимләрни қоллансақ, бу қилични тоғра ишлитишни үгинимиз (Тим. 2-х. 2:15). Йәһва шу қоғдиниш қураллиридин сирт, йәнә башқа усул арқилиқму қоғдайду. Бу қандақ усул?

Қилич: Худаниң Сөзи Муқәддәс китап

КҮРӘШ ҚИЛИШТА БИЗ ЯЛҒУЗ ӘМӘС

12. Биз йәнә немигә муһтаҗ вә немә үчүн?

12 Тәҗрибилик бир әскәр чоң бир қошунға ялғуз өзи қарши җәң қилалмайдиғанлиғини яхши билиду. У башқа әскәрләрниң ярдимигә муһтаҗ. Худди шуниңға охшаш, бизму Шәйтан вә униң тәрәпдарлириға ялғуз қарши җәң қилалмаймиз. Биз бурадәрлиримизниң қоллап-қувәтлишигә бәк муһтаҗ. Йәһва бизгә ярдәм беришкә тәйяр болған пүтүн дуниядики етиқатчи қериндашларни бәргән (Пет. 1-х. 2:17).

13. Тимотийға 2-хәт 2:3-айәткә асасланғанда, җамаәт учришишлириниң қандақ пайдиси бар?

13 Җамаәт учришишлириға қатнишиш арқилиқ биз башқиларниң қоллап-қувәтлишигә еришимиз (Ибранийларға 10:24, 25ни оқуң). Бәзидә һәммимиз чүшкүнлүккә чүшимиз. Шундақ вақитларда биз җамаәт учришишлиридин илһам алалаймиз. Етиқатдашлиримизниң сәмимий вә чин жүрәктин чиққан җаваплири бизни роһландуриду. Муқәддәс китапқа асасланған нутуқлар вә сәһнидин көрсәткән үлгиләр бизни давамлиқ Йәһва Худаға хизмәт қилишқа үндәйду. Жиғилишниң алдидики вә кәйнидики илһам беридиған сөһбәтләр, бизгә тәсәлли бериду (Сал. 1-х. 5:14). Буниңдин ташқири, жиғилишта башқиларға ярдәм бериш имканийитимиз бар. Бу болса, бизни техиму хошал қилиду (Әлч. 20:35; Рим. 1:11, 12). Җамаәт учришишлири бизгә йәнә башқа тәрәптинму ярдәм бериду. Улар бизгә вәз қилиш вә тәлим бериш маһаритимизни техиму ашурушқа ярдәм бериду. Мәсилән, Тәлим бериш қураллиридин үнүмлигирәк пайдилинишни үгинимиз. Шуниң үчүн жиғилишларға яхши тәйярлиниң. Җамаәт учришиши вақтида программини зәң қоюп тиңшаң. Кейин алған билимлириңизни әмәлийәттә қоллиниң. Шундақ қилсиңиз, сиз Әйсаниң яхши җәңчиси болалайсиз (Тим. 2-х. 2:3).

14. Бизгә йәнә ким ярдәм берәләйду?

14 Бизни йәнә миллионлиған қудрәтлик пәриштиләр қоллап-қувәтләйду. Пәқәт бирла пәриштиниң қанчилик күч қудрәткә егә екәнлиги һәққидә ойлап көрүңа! (Йәшая 37:36) Әнди болса, пәриштиләрниң қудрәтлик қошуни қандақ ишларни қилалайдиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Һечбир адәм яки җин Йәһва Худаниң қудрәтлик қошунини йеңәлмәйду. Йәһва Һәммигә Қадир Худа. Шуңа әгәр биз Йәһва Худа билән биллә болсақ, дүшмәнлиримизниң сани қанчә болушидин қәтъийнәзәр, биз һәрқачан улардин күчлигирәк болимиз (Һак. 6:16). Бу сөзләрниң һәқиқәт екәнлигигә һеч гуман қилмаң. Хизмәтдашлириңиз, синипдашлириңиз яки гувачи әмәс уруқ-туққанлириңизниң ейтқан сөзлири яки қилған иш-һәрикәтлири сизни қорқутса, мошу муһим ой-пикирләрни әстә сақлаң. Есиңиздә болсун, бу җәңдә сиз ялғуз әмәс, сәвәви сиз Йәһва Худаниң көрсәтмилиригә әмәл қиливатисиз.

ЙӘҺВА ХУДА БИЗНИ ДАВАМЛИҚ ҺИМАЙӘ ҚИЛИДУ

15. Йәшая 54:15, 17-айәтләргә асасланғанда, немә үчүн Худа хәлқиниң вәз қилишини һеч ким тохтиталмайду?

15 Шәйтанниң қол астидики бу дунияниң бизни өч көрүшигә нурғун сәвәплири бар. Биз сәясий бетәрәпликни қәтъий сақлаймиз вә һечқандақ урушларға қатнашмаймиз. Биз Худа исми тоғрилиқ җакалаймиз, Худа Падишалиғи течлиқниң бирдин-бир үмити, дәп вәз қилимиз вә Униң һәққаний өлчәмлиригә бойсунимиз. Биз бу дунияниң һөкүмраниниң қатил вә ялғанчи екәнлигини кишиләргә ашкарә қилимиз (Йоһ. 8:44). Биз Шәйтан дуниясиниң пат йеқинда чоқум вәйран қилинидиғанлиғини елан қилимиз. Бирақ Шәйтан вә униң тәрәпдарлири вәз ишимизни һечқачан тохтиталмайду. Әксинчә биз бар имканийитимизниң баричә Йәһва Худани мәдһийиләшни давамлаштуримиз. Шәйтан қанчилик күчлүк болсиму, амма у Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрниң дунияниң булуң-пушқақлириғичә вәз қилинишини тохтиталмиди. Чүнки Йәһва Худа Өзи бу ишни һимайә қилиду (Йәшая 54:15, 17ни оқуң).

16. Дәһшәтлик балаю апәт мәзгилидә Йәһва Худа Өз хәлқини қандақ қутқузиду?

16 Пат йеқинда қандақ вақиәләрниң йүз беришини күтиватимиз? Дәһшәтлик балаю апәт мәзгилидә, Йәһва Худа бизни икки усул билән қутқузиду. Авал, У йәр йүзидики падишаларни сахта динлар империяси болған Бүйүк Бабилни вәйран қилишқа қайил қилған чағда, У Өз садиқ хизмәтчилирини қутқузиду (Вәһ. 17:16—18; 18:2, 4). Кейин Армагедон урушида Шәйтан дуниясиниң қалған қисимлирини йоқ қилғанда, Өз хәлқини қутқузиду (Вәһ. 7:9, 10; 16:14, 16).

17. Йәһва Худа билән болған йеқин мунасивәт бизгә қандақ ярдәм бериду?

17 Әгәр Йәһва Худа билән йеқин мунасивәттә болсақ, Шәйтан бизгә мәңгү зиян кәлтүрәлмәйду. Әксинчә, Шәйтанниң өзи мәңгүгә йоқ қилиниду (Рим. 16:20). Келиңлар, үстимизгә қоғдиниш қураллирини пүтүнләй кийип, уларни йәшмәй давамлиқ тәйяр турайли! Шәйтан вә униң дуниясиға ялғуз қарши җәң қилишқа урунмаң. Етиқатдашлириңизни қоллап-қувәтләң вә Йәһва Худаниң көрсәтмилиригә әмәл қилиң. Әгәр шундақ қилсиңиз, асмандики меһрибан Атиңизниң сизни күчләндүридиғанлиғиға вә һимайә қилидиғанлиғиға ишәнч қилалайсиз (Йәшая 41:10).

46-НАХША Йәһва — Падишайимиз!

a Муқәддәс китапта вәдә қилинғандәк, Йәһва Худа бизни мустәһкәмләйду вә пәқәт роһий җәһәттин һимайә қилипла қоймай, бәлки узақ мәзгил давам қилидиған зиянкәшликтин қоғдайду. Бу мақалидә төвәндики соалларға җавап тапимиз: Биз немә үчүн Худаниң қоғдишиға муһтаҗ? Йәһва Худа бизни қандақ һимайә қилиду? Униң һимайиси астида болуш үчүн биз немә қилишимиз керәк?