12-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Меһир-муһәббәт өчмәнликкә бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду
«Силәргә буйруғум шу: бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Әгәр дуния силәрни өч көрсә, билиңларки, силәрдин бурун у мени өч көргән» (ЙОҺ. 15:17, 18).
154-НАХША Ахирғичә бәрдашлиқ беримиз
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Мәтта 24:9-айәткә асасән, дуния бизни өч көрсиму, немә үчүн һәйран қалмаслиғимиз керәк?
ЙӘҺВА ХУДА бизни башқиларни сөйүш вә башқилар тәрипидин сөйүлүш үчүн яратқан еди. Әгәр бирси бизни өч көрсә, бизниң көңлүмиз ағриши, һәтта қорқушимиз мүмкин. Европидики Джорджина қериндаш мундақ дәйду: «Мән 14 яшта болғанда, Йәһва Худаға хизмәт қилғанлиғим үчүн апам мени өч көргән. Мән өзүмни ялғуз, һөрмәткә лайиқ адәм әмәстәк һис қилдим» b. Данило бурадәр мундақ язған: «Әскәрләр мән Йәһва гувачиси болғанлиғим үчүн уруп һақарәтлигәндә, өзүмни хорланғандәк һис қилип, бәк қорқуп кәттим». Бундақ өчмәнлик кишини қаттиқ азаплисиму, лекин бу бизни һәйран қалдурмайду, чүнки Әйса бу тоғрилиқ алдин-ала ейтқан (Мәтта 24:9ни оқуң).
2, 3. Немә үчүн бу дуния Мәсиһ әгәшкүчилирини өч көриду?
2 Бу дуния Әйса әгәшкүчилирини өч көриду. Немә үчүн? Чүнки биз Әйсаға охшаш мошу дунияға мәнсүп әмәс (Йоһ. 15:17—19). Гәрчә инсаний һөкүмәтләрни һөрмәтлисәкму, уларға чоқунушни рәт қилимиз, йәни уларға вәкиллик қилидиған байрақларға салам берип, гимнни ейтмаймиз. Гәрчә инсаний һөкүмәтләрни һөрмәтлисәкму, уларға чоқунушни рәт қилимиз вә уларға вәкиллик қилидиған бәлгүләрни қобул қилмаймиз. Биз қәтъий сәясий бетәрәпликни сақлаймиз. Биз пәқәт Йәһва Худағила ибадәт қилимиз. Шәйтан вә униң әвлади Йәһваниң инсанийәт үстидин һөкүмранлиқ қилиш һоқуқиға қарши чиқиду, бирақ биз Худаниң һоқуқини қәтъий қоллап-қувәтләймиз (Ярит. 3:1—5, 15). Инсанийәтниң ялғуз үмүти болған Худа Падишалиғи вә бу Падишалиққа қарши чиққучиларниң һәммиси йоқ қилинидиғанлиғи һәққидә хәвәрни җакалаймиз (Дан. 2:44; Вәһ. ). Бу жугач адәмләр үчүн хуш хәвәр, рәзил адәмләр үчүн яман хәвәр ( 19:19—21Зәб. 37:10, 11).
3 Бу дуния бизни Худаниң һәққаний өлчәмлиригә мас һаят кәчүрүватқанлиғимиз үчүнму өч көриду. Мошу дунияниң чирик әхлақий өлчәмлири Йәһваниң өлчәмлиридин бәк пәриқлиниду. Мәсилән, бүгүнки күндә нурғун адәмләр Худа вәйран қилған Содом вә Гоморра шәһиридики турғунларниң жүрүш-турушиға охшаш жиркиничлик әхлақсиз иш-һәрикәтләрни очуқ ашкарә қоллап-қувәтләйду (Йәһ. 7). Биз бу дуниядики әхлақсиз ишларни рәт қилип, Муқәддәс китапниң өлчәмлиригә мас һаят кәчүрүватқачқа, нурғун адәмләр бизни мәсхирә қилиду һәм каллиси ечилмиған адәмләр, дәп ойлайду (Пет. 1-х. 4:3, 4).
4. Адәмләр бизни өч көргәндә, қандақ пәзиләтләр бизгә ярдәм бериду?
4 Адәмләр бизни өч көрүп һақарәтлигәндә, бизгә немә ярдәм берәләйду? Йәһваниң бизгә ярдәм беридиғанлиғиға қәтъий ишәнч қилишимиз керәк. Ишәнчимиз қалқанға охшаш Шәйтанниң отлуқ оқлиридин һимайә қилиду (Әфәс. 6:16). Бизгә иман-етиқаттин башқа меһир-муһәббәт керәк. Немә үчүн? Чүнки меһир-муһәббәт аччиқланмайду, һәммигә бәрдашлиқ бериду вә чидамлиқ болиду (Кор. 1-х. 13:4—7, 13). Келиңлар, Йәһва Худаға, етиқатдашлиримизға, һәтта дүшмәнлиримизгә болған меһир-муһәббитимиз өчмәнликкә бәрдашлиқ беришимизгә қандақ ярдәм беридиғанлиғини муһакимә қилимиз.
ЙӘҺВАҒА БОЛҒАН МЕҺИР-МУҺӘББӘТ
5. Әйсаниң Йәһваға болған меһир-муһәббити униңға қандақ ярдәм бәргән?
5 Дүшмәнләр Әйсани өлтүрмәкчи болған кәчтә, у садиқ әгәшкүчилиригә мундақ ейтқан: «Дуния [мениң] Атамни сөйидиғанлиғимни билсун, дәп Атам маңа әмир қилғинидәк, иш қилимән» (Йоһ. 14:31). Әйсаниң Йәһваға болған меһир-муһәббити униңға дуч келидиған еғир синақларға бәрдашлиқ беришкә ярдәм бәргән. Йәһваға болған меһир-муһәббитимизму шундақ ярдәм бериду.
6. Римлиқларға 5:3—5 айәтләргә асасланғанда, Йәһваниң хизмәтчилири дунияниң өчмәнлигигә дуч кәлгәндә, буниңға қандақ қарайду?
6 Худаға болған күчлүк меһир-муһәббәт Худа хизмәтчилириниң зиянкәшликкә бәрдашлиқ беришигә дайим ярдәм бериду. Мәсилән, йәһудийларниң жуқури һоқуқлуқ Алий соти әлчиләргә вәз ейтишни тохтитишқа буйриғанда, Худаға болған меһир-муһәббити уларни инсанға әмәс, Худаға бойсунушқа дәвәт қилған (Әлч. 5:29; Йоһ. 1-х. 5:3). Бүгүнки күндә рәһим-шәпқәтсиз вә күчлүк һөкүмранларниң зиянкәшлигигә дуч кәлгән қериндашлиримизға уларниң Худаға болған меһир-муһәббити садиқлиқни сақлап қелишиға ярдәм бериду. Биз үмүтсизликкә петип қелишниң орниға, бу дунияниң өчмәнлигигә бәрдашлиқ беришни шан-шәрәп, дәп қараймиз (Әлч. 5:41; Римлиқларға 5:3—5ни оқуң).
7. Аилә әзалиримиз қаршилиқ көрсәткәндә, биз қандақ инкас қайтурушимиз керәк?
7 Аилә әзалиримизниң қаршилиғи әң еғир синақларниң бири болуши мүмкин. Биз Худа тоғрисида билим елишни башлиғанда, аилә әзалиримиздин бәзилири бизни хата йолға меңиватиду, дәп ойлиши мүмкин. Башқилири болса, бизни әқлидин адашқан, дәп ойлайду (Марк 3:21ни селиштуруң). Улар һәтта зораванлиқ қилиш арқилиқ қаттиқ қаршилиқни көрситиши мүмкин. Шундақ қаршилиқлар бизни һәйран қалдурмаслиғи керәк. Әйса: «Адәмниң өйидикилири униң дүшмәнлири болиду»,— дәп ейтқан (Мәт. 10:36). Әлвәттә, уруқ-туққанлиримиз бизгә қандақ муамилә қилишидин қәтъийнәзәр, уларға дүшмәнлиримиздәк муамилә қилмаймиз. Әксинчә, Йәһваға болған меһир-муһәббитимиз күчәйгәнсири, адәмләргә болған меһир-муһәббитимиз техиму өсиду (Мәт. 22:37—39). Башқа бир инсанниң көңлини хурсән қилиш үчүн биз Муқәддәс китап қанунлири вә принциплириға бойсунушни һечқачан тохтатмаймиз.
8, 9. Бир қериндашқа қаттиқ қаршилиққа бәрдашлиқ беришкә немә ярдәм бәргән?
8 Жуқурида тилға елинған Джорджина аписиниң қаршилиғиға бәрдашлиқ берәлигән. У мундақ дәйду: «Апам иккимиз Йәһва гувачилири билән биллә Муқәддәс китап үгинишини башлидуқ. Бирақ алтә айдин кейин мән җамаәт учришишлириға қатнишишни халиғанда, апамниң көзқариши тамамән өзгәрди. Апамниң һәқиқәттин үз өргәнләр билән арилашқанлиғини вә у мениң билән биллә параңлашқанда, уларниң ялған әйипләшлирини ишләткәнлигини байқидим. У йәнә мени һақарәтлигән, чачлиримни жулған, бойнумни сиққан вә китап-журналлиримни ташлавәткән. Мән 15 яшқа киргинимдә, чөмдүрүлүштин өттүм. Апам зәһәр чәккән вә җинайәт өткүзгән өсмүрләргә ярдәм беридиған җайға әвәтиш арқилиқ Йәһваға хизмәт қилишимни тохтитишқа урунған. Болупму, сизни яхши көрүши вә ғәмхорлуқ қилиши керәк болған инсанларниң шундақ қаршилиқлириға бәрдашлиқ бериш асан әмәс».
9 Шундақ еғир әһвалда болған Джорджинаға немә ярдәм бәргән? У мундақ дәйду: «Апам қарши чиққан күни, мән Муқәддәс китапни әндила пүтүнләй оқуп түгәткән едим. Шу чағда һәқиқәтни тапқинимға ишәнчим камил болди вә өзүмни Йәһваға бәк йеқин һис қилған едим. Мән Униңға дайим дуа қилдим вә У мени тиңшиди. Апам мени әвәтивәткән әшу җайда турғанда, бир қериндаш мени өз өйигә тәклип қилди вә униң билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилдим. Шу мәзгилдә җамаәттики достлар ярдәм қолини сунуп, яр-йөләк болди. Улар маңа өз аилисиниң бир әзасидәк қаратти. Бизгә қарши чиққучиларниң ким болушидин қәтъийнәзәр, Йәһваниң улардин бәк күчлигирәк екәнлигини ениқ көрдүм».
10. Йәһва Худаниң немә қилидиғанлиғиға ишәнч қилалаймиз?
10 Әлчи Паул һәзрити Әйса арқилиқ ата қилған Худаниң меһир-муһәббитидин һечнәрсә бизни айриветәлмәйду, дәп ейтқан (Рим. 8:38, 39). Гәрчә бираз вақит азап-оқубәт чәксәкму, Йәһва бизгә тәсәлли берип, күч-мәдәт бериш үчүн дайим йенимизда болиду. Джорджинаниң мисалидин көргинимиздәк, Йәһва Худа йәнә меһир-шәпқәткә толған роһий аилә арқилиқму ярдәм бериватиду.
ЕТИҚАТДАШЛАРҒА БОЛҒАН МЕҺИР-МУҺӘББӘТ
11. Әйса Йоһан 15:12, 13-айәтләрдә тәсвирлигән меһир-муһәббәт шагиртлириға қандақ ярдәм бәргән? Мисал кәлтүрүң.
11 Әйса өлүми алдидики кечидә шагиртлирини әскәртип, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, дәп ейтқан (Йоһан 15:12, 13ни оқуң). Әйса шагиртлириниң инақ-иттипақлиқни сақлишиға вә дунияниң өчмәнлигигә бәрдашлиқ беришигә шундақ өзини пида қилидиған меһир-муһәббәтниң ярдәм беридиғанлиғини билгән. Салоникидики җамаәтниң мисалини көрүп чиқайли. Шу җамаәт тәшкилләнгәндин башлап, етиқатчилар зиянкәшликкә учриған. Бирақ буниңға қаримастин шу қериндашлар сәвир-тақәт вә меһир-муһәббәтниң үлгисини қалдурған (Сал. 1-х. 1:3, 6, 7). Паул қериндашларни давамлиқ меһир-муһәббәт көрситишкә дәвәт қилған (Сал. 1-х. 4:9, 10). Меһир-муһәббәт әшу қериндашларни чүшкүнлүккә чүшкәнләргә вә аҗизларға яр-йөләк болушқа дәвәт қилалатти (Сал. 1-х. 5:14). Наһайити ениқки, шу қериндашлар Паулниң нәсиһитигә қулақ салған, чүнки Паул тәхминән бир жилдин кейин иккинчи хетидә, уларға мундақ язған: «Һәрқайсиңларниң һәм барлиғиңларниң бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңлар өсмәктә» (Сал. 2-х. 1:3—5). Уларниң меһир-муһәббити уларға җапа-мәшәқәт вә зиянкәшликкә бәрдашлиқ беришкә ярдәм бәргән.
12. Уруш мәзгилидә, бир дөләттики қериндашлар бир-биригә меһир-муһәббәтни қандақ көрсәткән?
12 Данило вә униң аяли баштин өткүзгән вақиәни көрүп чиқайли. Уруш оти шәһиридә туташқанда, улар давамлиқ җамаәт учришишлириға барған, күчиниң йетишичә вәз қилған вә қериндашлири билән қолида бар йемәкликләрни бөлүшкән. Бир күни қуралланған әскәрләр Данилониң өйигә бесип киргән. У мундақ дәйду: «Улар етиқадимдин ваз кечишкә мәҗбурлиди. Мән рәт қилғанда, улар мени уруп-соқуп, өлтүримиз дәп қорқутуп, оқни бешимниң йенидин атти. Әшу әскәрләр кетиштин авал, биз йәнә қайтип кәлгәндә, аялиңниң номусиға тегимиз дәп, қорқутти. Бирақ қериндашлиримиз бизни тезликтә поезға олтарғузуп, башқа шәһәргә йолға салди. Мән шу қәдирлик қериндашларниң бизгә көрсәткән меһир-муһәббитини һечқачан унтумаймән. Йеңи шәһәргә кәлгинимиздә, йәрлик қериндашлар қосиғимизни тойғуздурди, кейин иш вә өй тепишимға ярдәм бәрди. Нәтиҗидә, уруш болуватқан җайдин қечип кәлгән қериндашлиримизға туридиған пана-җай берәлидуқ». Шундақ мисаллар етиқатдашларға болған меһир-муһәббәт бизгә өчмәнликкә сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ беришкә ярдәм берәләйдиғанлиғини көрситиду.
ДҮШМӘНЛӘРГӘ БОЛҒАН МЕҺИР-МУҺӘББӘТ
13. Адәмләр бизни өч көргәндә, бизниң сәвир-тақәт билән Йәһваға хизмәт қилишимизға муқәддәс роһ қандақ ярдәм бериду?
13 Әйса өз шагиртлириға һәтта дүшмәнләргиму меһир-муһәббәт көрситишни ейтқан (Мәт. 5:44, 45). Әлвәттә бу асан әмәс! Бирақ Худаниң муқәддәс роһиниң ярдими билән бу мүмкин. Муқәддәс роһниң мевиси меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт, меһрибанлиқ, мулайимлиқ вә өзини тутушни өз ичигә алиду (Гал. 5:22, 23). Бу пәзиләтләр өчмәнликкә бәрдашлиқ беришкә ярдәм бериду. Көплигән қарши чиққучилар өз көзқаришини өзгәрткән, чүнки уларниң ери, аяли, балилири яки хошнилири әшу пәзиләтләрни көрсәткән. Қарши чиққучиларниң көпинчиси, һәтта Йәһва Худаға хизмәт қилишни башлиған. Худаға хизмәт қилғанлиғиңиз үчүн сизгә өч көргән адәмләрни яхши көрүш қийин болса, Йәһвадин муқәддәс роһ сораң (Луқа 11:13). Худаға бойсунушниң һәрдайим әң яхши йол екәнлигигә пүтүнләй ишиниң (Пәнд н. 3:5—7).
14, 15. Римлиқларға 12:17—21 айәтләр йолдишиниң қаршилиғиға қаримастин, Ясминға униңға меһир-муһәббәт көрситишкә қандақ ярдәм бәргән?
14 Оттура шәриқтә яшайдиған Ясмин исмилиқ қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. У Йәһва гувачиси болғанда, йолдиши уни хата йолға маңди, дәп ойлап, униң Йәһва Худаға хизмәт қилишиға тосалғулуқ қилишқа урунған. У аялини һақарәтлигән һәм аилисини бузуватиду, дәп бесим қилиш үчүн уруқ-туққанлирини, һәтта диний хизмәтчи вә җадугәрни чақирған. Қериндишимизниң ери һәтта жиғилишларға берип қериндашларға вақирап, һақарәтлик сөзләрни қилған. Ери шундақ начар муамилә қилғач, Ясмин пат-пат көз йеши қилип жиғлиған.
15 Ибадәт өйидә Ясминниң роһий аилиси униңға тәсәлли вә күч-мәдәт бәргән. Ақсақаллар уни Римлиқларға 12:17—21дики (оқуң) сөзләрни қоллинишқа дәвәт қилған. «Буни қилиш бәк қийин болған»,— дәйду Ясмин. У мундақ дәйду: «Амма мән Йәһвадин ярдәм соридим, Муқәддәс китаптики мәслиһәткә бар күчимни чиқирип, әмәл қилишқа һәрикәт қилдим. Шуңа ерим аччиқлинип, ашханида әхләтләрни ташлиғанда, мән уларни тазилаттим. У мени һақарәтлигәндә, униңға мулайимлиқ билән җавап берәттим. У ағриған чағларда, униңға ғәмхорлуқ қилаттим».
16, 17. Ясминниң мисалидин немини үгәндиңиз?
16 Ясмин ериға меһир-муһәббәт көрсәткәнлиги үчүн мукапатланди. У мундақ дәйду: «Һәмрайим маңа ишинишкә башлиди. Чүнки мән униңға растини ейтидиған болдум. Униң билән етиқадим тоғрилиқ сөзлигәндә, у мени һөрмәт билән тиңшашқа башлиди. Өйдә җедәл-маҗира болмаслиғи үчүн у тиришидиған болди. Һазир болса, у мени җамаәт учришишлиридин қалмаслиққа дәвәт қилиду. Һәмрайим билән болған мунасивитим техиму яхшиланди вә өйүмиздә тинчлиқ һөкүм сүриду. Вақит өтүп, һәқиқәт еримниң қәлбигә тәсир қилип, мениң билән биллә Йәһва Худаға хизмәт қилишини үмүт қилимән».
17 Ясминниң мисали меһир-муһәббәт һәммигә бәрдашлиқ бериду, һәммә ишқа үмүт бағлайду вә һәммигә чидайду дегәнләрни көрситиду (Кор. 1-х. 13:4, 7). Өчмәнлик туйғуси бәк күчлүк болуп, қәлбимизни азаплиши мүмкин. Амма меһир-муһәббәт өчмәнликтин техиму күчлигирәк һис-туйғу. Биз башқиларға меһир-муһәббәтни көрсәтсәк, уларниң бизгә вә Йәһва Худаға болған көзқариши өзгириши мүмкин. Бу Йәһваниң қәлбини хошал қилиду. Қарши чиққучилар бизни давамлиқ өч көрсиму, хошал болалаймиз. Қандақ қилип?
ӨЧМӘНЛИККӘ ҚАРИМАСТИН ХОШАЛ БОЛУШ
18. Немә үчүн өчмәнликкә қаримастин хошал болалаймиз?
18 Әйса «адәмләр силәрни өч көр[сә]... бәхитликсиләр», дәп ейтқан (Луқа 6:22). Әлвәттә, башқиларниң бизгә өчмәнлик қилишни халимаймиз вә етиқадимиз үчүн башқиларниң зиянкәшлигигә учриғанлиғимиз бизгә яқмайду. Бирақ немә үчүн Әйса бәхитликсиләр дегән? Буниң үч сәвәвини көрүп чиқайли. Биринчи, сәвир-тақәтни көрсәткинимиздә, Худа биздин хурсән болиду (Пет. 1-х. 4:13, 14). Иккинчи, иман-етиқадимиз техиму күчийип, мустәһкәмлиниду (Пет. 1-х. 1:7). Үчинчи, бебаһа мукапатқа, йәни мәңгүлүк һаятқа еришимиз (Рим. 2:6, 7).
19. Немә үчүн қамчиланған әлчиләр хошал болған?
19 Әйса тирилип көп өтмәй, әлчиләр у ейтқан хошаллиқни һис қилған. Әлчиләр қамчилинип, вәз қилиш мәнъий қилинғанда, улар хошаллиқни йоқатмиған еди. Немә үчүн? Чүнки улар Әйсаниң исми үчүн һақарәтләнгини үчүн хошал болған (Әлч. 5:40—42). Әлчиләр дүшмәнләрдин қорқуштин көрә, Әйсани көпирәк яхши көргән. Улар хуш хәвәрни тохтимай җакалап, өз меһир-муһәббитини көрсәткән. Бүгүнки күндә, нурғун қериндашлиримиз қийинчилиқларға қаримастин, садақәтмәнлик билән Худаға хизмәт қилмақта. Әлчиләр өзлириниң Йәһва исми үчүн қилған әҗир-меһнити вә көрсәткән меһир-муһәббитини Униң һечқачан унтуп қалмайдиғанлиғини яхши билгән (Ибр. 6:10).
20. Келәрки мақалидә немини көрүп чиқимиз?
20 Бу дунияниң ахири кәлмигичә, у бизни өч көриду (Йоһ. 15:19). Бирақ қорқмаслиғимиз керәк. Келәрки мақалидә, Йәһваниң Өз садиқ хизмәтчилирини мустәһкәмләп, һимайә қилидиғанлиғини көрүп чиқимиз (Сал. 2-х. 3:3). Шуңа келиңлар, Йәһва Худа, етиқатдашлиримиз вә һәтта дүшмәнлиримизгә давамлиқ меһир-муһәббитимизни көрситәйли. Бу нәсиһәткә әмәл қилип, инақ-иттипақлиқни сақлап, роһий җәһәттин күчлүк болимиз, Йәһваға шан-шәрәп кәлтүримиз вә меһир-муһәббәтниң өчмәнликтин бәкму күчлүк екәнлигини испатлаймиз.
3-НАХША «Худа Өзи меһир-муһәббәттур»
a Бу мақалидә, Яратқучи Йәһваға, етиқатдашлиримизға вә һәтта дүшмәнлиримизгә болған меһир-муһәббитимиз бу дунияниң өчмәнлигигә бәрдашлиқ беришимизгә қандақ ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз. Униңдин башқа биз монуни муһакимә қилимиз: немә үчүн Әйса мошу дуния бизни өч көргәндә, биз хошал болалайдиғанлиғимизни ейтқан.
b Бәзи исимлар өзгәртилгән