9-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Яшлар, башқиларниң ишәнчисигә қандақ еришәләйсиләр?
«Жигитлириң сәһәрдә чүшкән шәбнәм кәбидур» (ЗӘБ. 110:3, ЙД).
4-НАХША Худа алдида яхши нам-атақ тикләш
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Яш бурадәрләр һәққидә немә ейталаймиз?
ЯШ бурадәрләр, силәр җамаәт үчүн көп ишларни қилалайсиләр. Силәр күчлүк вә җошқун роһқа толған (Пәнд н. 20:29). Етиқатдашларға көп ярдәм берәләйсиләр. Бәлким, сиз хизмәт ярдәмчиси болуп, тәйинлинишни төрт көзиңиз билән күтүватқансиз яки сиз өзүңизни шундақ һис қилидиғансиз: «Башқилар, у бу хизмәтни қилишқа техи яш яки тәҗрибиси йоқ, дәп ойлайду». Гәрчә сиз техи яш болсиңизму, җамаәттикиләрниң һөрмитигә вә ишәнчисигә еришиш үчүн сиз һазир қилалайдиған ишлар бар.
2. Бу мақалидә биз немиләрни көрүп чиқимиз?
2 Бу мақалидә, биз Давут падишаниң һаяти һәққидә муһакимә қилимиз. Йәнә Йәһуданиң падишалири Аса вә Йәһошафатниң һаятидики вақиәләрни қисқичә қарап чиқимиз. Бу үч киши қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгәнлиги, уларни қандақ һәл қилғанлиғи вә яш бурадәрләр уларниң үлгисидин қандақ савақ алалайдиғанлиғини көрүп чиқимиз.
ДАВУТТИН НЕМИНИ ҮГИНӘЛӘЙМИЗ?
3. Яшлар җамаәттики яшанған қериндашларға қандақ ярдәм берәләйду?
3 Давут яш чеғидин башлап, башқилар қәдирләйдиған маһарәтни үгәнгән. У роһий җәһәттин йетилгән киши еди. У чалғу әсвапларни челиш маһаритини йетилдүрүп, Худа тәйинлигән падиша Саулға ярдәм бериш үчүн музыка челип бәргән (Сам. 1-яз. 16:16, 23). Яшлар, җамаәттә башқиларға ярдимиңлар тегидиған маһарәтләрни йетилдүрдүңларму? Нурғунлириңларниң шундақ маһарәтлири бар. Мәсилән, яшанған қериндашлар силәрниң уларға компьютер, янфон вә планшетни шәхсий үгиништә яки җамаәттә қандақ ишлитишни көрситип бериватқанлиғиңлар үчүн интайин миннәтдар. Силәрниң мошу билимиңлар яшанғанларға көп пайда әкелиду.
4. Давутқа охшаш яш бурадәрләр қандақ хисләтләрни йетилдүрүши керәк? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
4 Давут күндилик турмушида җавапкар вә ишәнчилик адәм еди. Мәсилән, у яш чеғида дадисиниң қойлирини яхши бақатти. Бу бир хәтәрлик вәзипә болған еди. Давут кейинирәк падиша Саулға мундақ, дәп чүшәндүргән: «Сизниң қулиңиз өз атисиниң қойлирини бақиду. Бәзидә шир яки ейиқ келип, падидин қойни елип кетиду. Шу чағда, мән кәйнидин қоғлап, уни уҗуқтуруп, еғизидин қойни жулувалимән» (Сам. 1-яз. 17:34, 35). Давут қойларниң бехәтәрлиги үчүн җавапкар екәнлигини һис қилған вә уларни һимайә қилиш үчүн батурлуқ билән жиртқуч һайванатлар билән елишқан. Яш бурадәрләр Давуттин үлгә елип, уларға берилгән вәзипини тиришчанлиқ билән орунлайду.
5. Зәбур 25:14-айәткә асасән, яшлар, силәр қилалайдиған әң муһим ишиңлар қайси?
5 Яш Давут Йәһва билән йеқин мунасивәтни риваҗландурған. Давутниң Худа билән болған мунасивити униң батурлуғидин яки чалғу әсвапни челиш маһаритидин бәкирәк муһим болған. Йәһва пәқәт Давутниң Худаси болупла қалмай, Униң әң йеқин дости болған (Зәбур 25:14ни оқуң). Яшлар, силәр қилалайдиған әң муһим ишиңлар — асмандики Атаңлар билән йеқин мунасивәтни мустәһкәмләш. Әгәр шундақ қилсаңлар, җамаәттә көп шан-шәрәплик вәзипиләргә еришәләйсиләр.
6. Бәзиләр Давут тоғрилиқ немә ойлиған?
6 Давут йәнә бир қийинчилиқни баштин өткүзгән. Бәзиләр уни техи яш вә мәсъулийәтсиз, дәп қариған. Давут Ғолият билән җәңгә чүшимән дегәндә, Саул уни тохтитишқа урунуп мундақ дегән: «Сән техи яш» (Сам. 1-яз. 17:31—33). Буниңдин сәл авал, Давутниң акиси уни мәсъулийәтсизлик қиливатиду, дәп әйиплигән (Сам. 1-яз. 17:26—30). Бирақ Йәһва Худа уни интайин яш яки ишәнчисиз, дәп қаримиған. Пәрвәрдигар бу яш жигитни яхши билгән. Давут өз дости Йәһва Худаға тайинип, Ғолиятни йеңивалған (Сам. 1-яз. 17:45, 48—51).
7. Давут бешидин өткүзгән бир вақиәдин немини үгинәләйсиз?
7 Биз Давутниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Давут падишаниң мисалидин чоқум сәвирчан болушниң зөрүрлигини үгинәләймиз. Сизни балилиқ чеғиңиздин билгән адәмләрниң йетилип чоң болғанлиғиңизни көрүп йетиш үчүн вақит кетиду. Амма Йәһва Худа сизниң ташқи көрүнүшиңизгә қарапла қалмай, бәлки ким екәнлигиңизни вә иқтидариңизни яхши билидиғанлиғи шәк-шүбһисиздур (Сам. 1-яз. 16:7). Худа билән болған мунасивитиңизни күчәйтиң. Давут шундақ қилған. Буниң үчүн Йәһваниң яратқан мәвҗудатлирини диққәт билән тәтқиқ қилған. Давут бу мәвҗудатлар Худа һәққидә немиләрни ашкарә қилидиғанлиғини мулаһизә қилған (Зәб. 8:3, 4; 139:14; Рим. 1:20). Сиз қилалайдиған йәнә бир иш — Йәһвадин күч сораш. Бәлким сиз Йәһва гувачиси болғачқа, синипдашлириңиз сизни заңлиқ қилидиғанду. Шундақ болса, дуада Йәһвадин бу синаққа бәрдашлиқ беришиңиз үчүн ярдәм сораң. Муқәддәс китаптин вә униңға асасланған нәширләрдин һәм видеолардин тапқан әмәлий мәслиһәтләрни қоллиниң. Йәһва синаққа бәрдашлиқ беришиңизгә ярдәм бәргәнлигини һәр қетим көргиниңиздә, Униңға болған ишәнчиңиз күчийиду. Буниңдин ташқири, башқилар сизниң Йәһваға тайинидиғанлиғиңизни көргәндә, уларниң ишәнчисигә еришәләйсиз.
8, 9. Давутниң сәвирчанлиқ билән падиша болуш вақтини күтүшигә немә ярдәм бәргән вә яш бурадәрләр униң үлгисидин немини үгинәләйду?
8 Давут дуч кәлгән йәнә бир қийинчилиқни көрүп чиқайли. Падиша болуп тәйинләнгәндин кейин, Давут рәсмий падишалиқ тәхтидә олтириш үчүн көп жиллар күтүшкә тоғра кәлгән (Сам. 1-яз. 16:13; Сам. 2-яз. 2:3, 4). Шу вақитта, униңға сәвирчанлиқ билән күтүшкә немә ярдәм бәргән? Давут үмүтсизлинип чүшкүнлүккә чүшүшниң орниға өзи қилалайдиған нәрсиләргә көңүл бөлгән. Мәсилән, Давут филистийәликләрниң зиминида қачқун болуп яшаватқанда, исраилларниң дүшмәнлиригә қарши күрәш қилиш пурситини қолидин чиқармиған. Шундақ қилип, у Йәһуда зимининиң чегарилирини қоғдиған (Сам. 1-яз. 27:1—12).
9 Яш бурадәрләр Давутниң үлгисидин немини үгинәләйду? Етиқатдашлириңизға хизмәт қилиш үчүн қолуңиздин кәлгәнниң һәммисини қилиң. Рекардо b бурадәрниң мисалини көрүп чиқайли. У яш чеғидин башлап пионер болуп хизмәт қилишни арзу қилған. Бирақ ақсақаллар униңға техи тәйяр әмәслигини ейтқан. У хапа болуш вә бәл қоюветишниң орниға, көпирәк вәз қилған. «Һазир кәйнимгә қарисам, шу чағда роһий җәһәттин өсүшүм керәклигини чүшинимән. Мән һәқиқәткә қизиқиш көрсәткән һәрбир адәмгә вә қайта йолуқушқа пухта тәйярлиқ қилип бардим. Мән һәтта Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишни башлидим. Тәҗрибәм көпәйгәнсири өзүмгә болған ишәнчим ашти»,— дәйду Рекардо. Һазир у үнүмлүк пионер болуп, хизмәт ярдәмчиси сүпитидә хизмәт қиливатиду.
10. Давут муһим бир қарар чиқириштин авал немә қилған?
10 Давутниң һаятида йүз бәргән йәнә бир ишни көрүп чиқайли. Давут өз адәмлири билән филистийәликләрниң зиминида Шаулдин йошурунуп жүргәндә, аилисидикиләрни қоюп, бир урушқа кәткән. Һәммә әр кишиләр йоқ вақитта, дүшмәнлири уларниң өйлиригә бесип кирип, аилилирини әсиргә елип кәткән еди. Давут мундақ ойлиған болуши мүмкин: «Мән тәҗрибилик җәңчи болғачқа, тутқунларни қутқузуш үчүн яхши план қуралаймән». Лекин буниң орниға, у Йәһвадин йетәкчилик сориған. Давут Абиятар исимлиқ роһаний арқилиқ Йәһвадин мундақ сориған: «Ушбу қошунниң изидин қоғлайму? Униңға мән йетәләймәнму?» Йәһва Худа Давутқа немә қилиш керәклигини көрситип, мувәппәқийәт қазинидиғанлиғиға уни ишәндүргән (Сам. 1-яз. 30:7—10). Бу йүз бәргән вақиәдин немини үгинәләйсиз?
11. Қарар чиқириштин бурун немә қилалайсиз?
11 Қарарларни чиқириштин авал мәслиһәт сораң. Ата-аниңиз билән мәслиһәтлишиң. Униңдин башқа, тәҗрибилик ақсақаллар билән сөзлишип, яхши мәслиһәткә еришәләйсиз. Худа тәйинләнгән ақсақалларға ишәнгәндәк, сизму уларға ишинәләйсиз. У ақсақалларни җамаәттики һәдийәләр, дәп қарайду (Әфәс. 4:8). Сиз уларниң иман-етиқадидин үлгә елип, мәслиһәтлиригә қулақ салсиңиз, дана қарарларни чиқиралайсиз. Әнди, биз Аса падишадин немини үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқайли.
ПАДИША АСАНИҢ МИСАЛИДИН ҮГИНИҢ
12. Аса падишалиқ қилишни башлиғанда, қандақ пәзиләтләргә егә болған?
12 Падиша Аса яш чеғида, кичик пейил вә батур адәм еди. Аса униң атиси Абия өлүп кәткәндин кейин, падиша болуп, бутларға чоқунушқа қарши күрәш қилишни башлиған. Йәнә у: «[Йәһуда хәлқигә] ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни издәшни, муқәддәс қанун-әмирләрни тутушни әмир қилди»,— дәп ейтқан (Тар. 2-яз. 14:1—7). Зәраһ исимлиқ эфиопиялик киши «миллион кишилик қошуни» билән Йәһуда зиминиға һуҗум қилип кәлгән. Аса Йәһвадин: «Өз бәндәңгә ярдәм бәрсәң, у күчлүк болсун, аҗиз болсун Сән үчүн һеч қанчә иш әмәс. Пәрвәрдигар Худайимиз, бизгә ярдәм қилғайсән. Чүнки биз Саңа тайинимиз»,— дәп сориған. Асаниң бу гөзәл сөзлири Йәһваниң уни вә хәлқини қутқузуш қабилийитигә қанчилик ишәнч бағлиғанлиғини көрситиду. Аса асмандики Атисиға ишәнгән вә Йәһва Худа эфиопияликләрни мәғлуп қилған еди (Тар. 2-яз. 14:8—12).
13. Асаға кейинирәк немә болған вә немә үчүн?
13 Шәк-шүбһисизки, миллион кишилик қошунниң һуҗум қилиши чоң бир мәсилә болған. Бирақ Аса бу мәсилини мувәппәқийәтлик һәл қилған еди. Әпсуски, Аса анчә қийин әмәс мәсилигә дуч кәлгәндә, Йәһва Худа билән мәслиһәтләшмигән. Аса Исраил падишаси Башаниң һуҗум қилиш тәһдидигә учриғанда, Сүрийә падишасиға таянған. Бу қарар балаю апәт елип кәлгән еди. Йәһва Худа Һанани пәйғәмбәр арқилиқ Асаға мундақ дегән: «Өзүң Пәрвәрдигар Худайиңға әмәс, бәлки Сүрийә падишасиға таянғанлиғиң үчүн Сүрийә падишасиниң қошуни өз қолуңдин қутулди». Шуниңдин бери, Аса өмүр бойи җәң қилишип турған еди (Тар. 2-яз. 16:7, 9; Пад. 1-яз. 15:32). Бу вақиәдин қандақ савақ алсақ болиду?
14. Йәһваға қандақ тайиналайсиз вә Тимотийға 1-хәт 4:12-айәткә асасән, шундақ қилсиңиз немигә еришәләйсиз?
14 Кәмтәрликни сақлап қелиң вә давамлиқ Йәһваға тайиниң. Сиз чөмдүрүлүштин өтүп, Худаға болған зор ишәнчиңизни вә таянғанлиғиңизни көрсәттиңиз. У хошаллиқ билән сизни Өз аилисиниң әзаси болуш шан-шәрипигә ериштүргән. Униңға давамлиқ тайинишиңиз үчүн һазирниң өзидә немә қилишиңиз керәк? Қаримаққа, һаяттики әң муһим қарарларни чиқарғанда, Худаға тайиниш асан. Бирақ башқа вақитлардичу? Оюн-тамашилар, иш вә һаятта қол йәткүзмәкчи болған мәхсәтләр билән мунасивәтлик қарарларни чиқарғанда, Йәһваға тайиниш бәкму муһим. Өз әқлиңизгә таянмаң. Әксинчә вәзийәтлириңизгә мас келидиған Муқәддәс китап принциплирини издәп, уларни әмәлийәттә қоллиниң (Пәнд н. 3:5, 6). Әгәр шундақ қилсиңиз, Йәһвани хошал қилалайсиз вә җамаитиңиздикиләрниң һөрмитигә еришәләйсиз (Тимотийға 1-хәт 4:12ни оқуң).
ПАДИША ЙӘҺОШАФАТНИҢ МИСАЛИДИН ҮГИНИҢ
15. Тарихнамә 2-язма 18:1—3; 19:2-айәтләрдә йезилғандәк, Йәһошафат қандақ хаталиқларни өткүзгән?
15 Әлвәттә биз һәммимиз намукәммәл вә бәзидә хаталиқларни өткүзимиз. Бирақ бу қолуңиздин келишичә Худаға хизмәт қилишқа тосалғу болмаслиғи керәк. Әнди, Йәһошафатниң мисалини көрүп чиқайли. У нурғун есил пәзиләтләргә егә болған. У яш чеғида «атисиниң Худасинила издәп, Униң әмирлиридә» маңған. Йәнә у өз әмәлдарлирини «Йәһуданиң шәһәрлиридә хәлиққә тәлим беришкә әвәтти» (Тар. 2-яз. 17:4, 7). Бирақ Йәһошафат сәмимий болсиму, бәзидә натоғра қарарларни чиқарған. Шундақ бир қарарниң нәтиҗисидә, Йәһваниң бир пәйғәмбири Йәһошафатқа нәсиһәт бәргән (Тарихнамә 2-язма 18:1—3; 19:2ни оқуң). Бу вақиәдин қандақ савақ алалайсиз?
16. Радживниң мисалидин немини үгинәләйсиз?
16 Мәслиһәтни қобул қилип, униңға әмәл қилиң. Бәлким нурғун яшларға охшаш сиз үчүн һаятта Худаға хизмәт қилишни биринчи орунға қоюш қийин. Амма көңлүңиз йерим болмисун. Раджив исимлиқ яш бурадәрниң мисалиға диққәт қилиң. У өсмүрлүк дәврини тилға елип: «Мән шу жилларда бәзидә һаятимда немә қилишим керәклигини билмигән. Мән башқа көплигән яшларға охшаш җамаәт учришишлириға вә вәз хизмәткә қатнишишқа қариғанда, тән-тәрбийә вә көңүл ечишқа бәкирәк қизиқаттим»,— дәйду. Униңға немә ярдәм бәргән? Ғәмхор бир ақсақал униңға мәслиһәт бәргән. Раджив: «У маңа Тимотийға 1-хәт 4:8-айәттә йезилған принцип һәққидә мулаһизә қилишқа ярдәм бәрди»,— дәп ейтиду. Раджив бу мәслиһәтни кәмтәрлик билән қобул қилған вә һаятида неминиң әң муһим екәнлигини мулаһизә қилған. У: «Мән роһий мәхсәтләрни биринчи орунға қоюшни қарар қилдим»,— дәйду. Нәтиҗиси қандақ болған? «Бу мәслиһәтни қобул қилип икки жилдин кейин, мән хизмәт ярдәмчиси болушқа лаяқәтлик болдум»,— дәйду Раджив.
АСМАНДИКИ АТИҢИЗ СИЗДИН ПӘХИРЛӘНСУН
17. Ақсақаллар Йәһваға хизмәт қиливатқан яшларға қандақ қарайду?
17 Яшлар, ақсақаллар силәрниң улар билән мөрини мөригә тирәп, биллә Йәһваға хизмәт қиливатқиниңларни бәк қәдирләйду (Зәф. 3:9). Ақсақаллар яшларниң күч чиқирип, қизғин вә җошқун хизмәт қилиш роһуңларни бәкму яхши көриду. Силәр уларниң көзидә илтипатқа ериштиңлар (Йоһ. 1-х. 2:14).
18. Пәнд-нәсиһәтләр 27:11-айәттә йезилғандәк, Йәһва Худа Униңға хизмәт қиливатқан яшларға қандақ қарайду?
18 Яш бурадәрләр, Йәһваниң силәрни яхши көридиғанлиғини вә силәргә ишинидиғанлиғини һечқачан әстин чиқармаңлар. Йәһва ахирқи күнләрдә, Униңға хизмәт қилишқа өз ихтияри билән өзлирини беғишлайдиған яшлар қошуни болидиғанлиғини алдин-ала бәшарәт қилған (Зәб. 110:1—3). У силәрниң Уни яхши көрүватқиниңларни вә қолуңлардин келишичә хизмәт қиливатқиниңларни яхши билиду. Шуниң үчүн силәр, башқиларға сәвирчанлиқни көрситиңлар вә өзүңларғиму сәвирчан болуңлар. Хаталиқларни өткүзгәндә, Йәһвадин кәлгән түзитишни вә тәрбийәни қобул қилиңлар (Ибр. 12:6). Силәргә тапшурулған вәзипиләрни чин жүрәктин орунлаңлар. Әң муһими, асмандики Атаңлар силәрниң қилған һәрбир ишиңлардин пәхирләнсун (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11ни оқуң).
11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли
a Яш жигитләр Йәһва билән йеқин достлуқ мунасивәт орнитиш үчүн Униңға көпирәк хизмәт қилишни халайду. Улар хизмәт ярдәмчиси вәзиписигә лаяқәтлик болуш үчүн етиқатдашларниң һөрмитигә еришип, шу һөрмәткә лайиқ яшиши керәк. Яш бурадәрләр қериндашларниң һөрмитигә еришиш үчүн немиләрни қилалайду?
b Бәзи исимлар өзгәртилгән.