12-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Зәкәрияниң көргәнлирини көрдиңизму?
«Мениң Роһум арқилиқ пүтиду! — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» (ЗӘК. 4:6, КТ).
137-НАХША Җасарәт бәргин
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Әсирликтә яшиған йәһудийлар үчүн қандақ һаяҗанлиқ иш йүз бериду?
ЙӘҺУДИЙЛАР қаттиқ һаяҗанға толған. Чүнки Йәһва Худа «Парс падишаһи Қорәшниң роһини қозғиши билән», онлиған жиллар турған Бабилда әсирликтә яшиған исраилларни қоюп бәргән еди. Падиша йәһудийлар өз жутиға қайтип, «Исраилниң Худаси [Йәһваниң, ЙД] өйини салсун!»— дәп җакалиған (Әзра 1:1, 3). Нәқәдәр кишини һаяҗанға салидиған пәрман! Демәк, У Өз хәлқигә бәргән зиминда пак ибадәт қилиш қайта әслигә келиду.
2. Қайтип кәлгән йәһудийлар тунҗа болуп немә ишни қилалиған?
2 Миладидин илгири 537-жили, биринчи бир топ йәһудийлар җәнубий Йәһуда падишалиғиниң пайтәхти болған Йерусалимға кәлгән. Әшу қайтип кәлгән йәһудийлар дәрһал ибадәтханини қайта ясаш ишиға киришип кәткән вә миладидин илгири 536-жилға кәлгәндә, улар аллиқачан қурулушниң һулини селип болған еди.
3. Йәһудийлар қандақ қаршилиққа дуч кәлгән?
3 Улар ибадәтханини қайта селишқа башлиғандин кейин, нурғун кишиләр уларға күчлүк қаршилиқ көрситишкә башлиған еди. Әтраптики хәлиқләр «йәһудаларниң қолини аҗиз қилип, уларниң қурулуш қилишиға кашила туғдуруп турди» (Әзра 4:4). Бу қийинчилиқ аз кәлгәндәк, әһвал техиму яманлашти. Миладидин илгири 522-жили, Парсниң йеңи падишаси Артахшашта тәхткә чиққан еди b. Қарши турғучилар яхши пурсәт кәлди, әнди қанундин пайдилинип, қурулуш ишлирини мәңгүлүк тохтиталаймиз дәп ойлиған (Зәб. 94:20). Улар Артахшашта падишаға бир мәктүп йоллап, йәһудийлар униңға қарши исиян көтиришни планливатқанлиғини ейтқан (Әзра ). Падиша ялған сөзләргә ишинип, ибадәтхана қурулушини тохтитишни буйриған ( 4:11—16Әзра 4:17—23). Шу буйруқ түпәйли, йәһудийлар ибадәтхана қурулуш ишлирини тохтитип қойған (Әзра 4:24).
4. Ибадәтханини қайта ясашқа қарши чиққучиларни Йәһва қандақ бир тәрәп қилған? (Йәшая 55:11)
4 Бу йәрдики Йәһваға ибадәт қилмайдиғанлар вә Парс һөкүмранлиғидики бәзи әмәлдарлар ибадәтханини қайта ясашни тохтитишни қәтъий қарар қилған еди. Амма Йәһва Өзи йәһудийларниң ибадәтханини қайтидин ясап пүтүрүшини халиған вә У һәрдайим Өз мәхситини әмәлгә ашуриду (Йәшая 55:11ни оқуң). У Зәкәрия исимлиқ җасарәтлик пәйғәмбәргә бир қатар кишини һаяҗанландуридиған сәккиз әҗайип көрүнүшни көрсәткән. Шу кишиниң көңлини хатирҗәм қилидиған көрүнүшләр уларниң қарши чиққучилардин қорқмаслиғи керәклигини көрүп йетишигә ярдәм бәргән вә Йәһваниң ишини давамлаштурушқа үндигән. Көрүнүшләрниң бәшинчисидә Зәкәрия бир чирақдан вә икки зәйтун дәриғини көргән еди.
5. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
5 Һәммимиз бәзидә үмитсизлинип қалимиз. Шуңа Зәкәрия көргән чирақдан вә икки зәйтун дәриғи тоғрисидики бәшинчи көрүнүштә Йәһваниң исраилларға қандақ илһам-мәдәтләрни бәргәнлиги һәққидә мулаһизә жүргүзсәк, биз пайдилиқ нәрсиләрни үгинәләймиз. Бу вәһий көрүнүшини чүшиниш, биз қаршилиққа тәқабил турғанда, вәзийәтлиримиз өзгәргәндә вә өзүмиз чүшәнмәйдиған йол-йоруқни қобул қилғанда, Йәһваға садиқлиқ билән хизмәт қилишимизға ярдәм берәләйду.
ҚАРШИЛИҚЛАРҒА ДУЧ КӘЛГИНИМИЗДӘ
6. Зәкәрия 4:1—3 айәттә тәсвирләнгән чирақдан вә икки зәйтун дәриғиниң көрүнүши йәһудийларға қандақ җасарәт бәргән? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
6 Зәкәрия 4:1—3ни оқуң. Чирақдан вә икки зәйтун дәриғиниң көрүнүши йәһудийларға җасарәт бәргәчкә, улар қаршилиққа қаримай өз ишини давамлаштурған. Қандақ? Чирақларниң өчүп қалмаслиғи үчүн май мәнбәси барлиғини байқидиңизму? Икки зәйтун дәриғидин чиққан май қачиға еқип кирди. Андин кейин, қачидин май чирақдандики йәттә чирақниң һәрбиригә еқип кирди. Бу май чирақларни давамлиқ яндуруп турди. Зәкәрия: «Бу ишларниң мәниси немә?»— дәп сориған. Пәриштә җавап берип, Йәһвадин кәлгән хәвәрни ейтқан: «Мениң Роһум арқилиқ пүтиду! — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» (Зәк. 4:4, 6). Дәрәқләрдин чиққан май һечқачан түгәп қалмайдиған Йәһваниң күч-қудрәтлик муқәддәс роһиға вәкиллик қилатти. Парс империясиниң барлиқ һәрбий күчи Тәңриниң роһиниң күчи алдида һечнемигә яримас. Йәһва улар тәрәптә турғачқа, ибадәтхана қурулушчилири һәрқандақ қаршилиққа тәқабил туруп, өз ишлирини тамамлалиған. Бу нәқәдәр кишигә җасарәт беғишлиғучи хәвәр, һә! Әнди йәһудийларниң қилишқа тегишлик иши болса, Йәһваға ишиниш вә қурулуш ишини қайта башлаш еди. Улар һәтта қурулуш қилишниң чәкләнгән болушиға қаримай, қайта иш башлиған.
7. Қайси өзгириш ибадәтхана қурулушини қилғучиларға ярдәм бәргән?
7 Бир өзгириш ибадәтхана қурулушини қилғучиларға көп ярдәм бәргән. Қандақ өзгириш? Миладидин илгирики 520-жили, йеңи падиша Дариус Парсниң һөкүмрани болған. У һакимийәт жүргүзгән иккинчи жили, ибадәтхана қурулушини чәкләш буйруғиниң қанунсиз екәнлигини байқиған. Шуниң билән, Дариус бу қурулушни тамамлаш әмир-пәрманини чүшәргән (Әзра 6:1—3). Падишаниң бу буйруғи һәммә кишини һәйран қалдурған еди. У қурулушни қайта башлашқа рухсәт берипла қалмай, әтраптики хәлиқләргә қурулуш ишиға тосқунлуқ қилишни тохтитишқа, һәтта қурулушни тамамлашқа керәклик пул вә материалларни тәминләп беришни буйриған! (Әзра 6:7—12). Нәтиҗидә, йәһудийлар төрт жилдин кейин, йәни миладидин илгирики 515-жили бу ибадәтхана қурулушини тамамлалиған (Әзра 6:15).
8. Қаршилиққа дуч кәлгәндә, немә үчүн җасарәтлик болалайсиз?
8 Бүгүнки күндиму Йәһваға ибадәт қилидиған кишиләр қаршилиққа дуч келиду. Мәсилән, бәзиләр ибадәт паалийәтлиримиз чәкләнгән дөләтләрдә яшайду. Шундақ җайларда қериндашлар хуш хәвәр ейтип гувалиқ бәргәнлиги үчүн қолға елиниши вә «һакимлар вә падишалар алдиға» елип берилиши мүмкин (Мәт. 10:17, 18). Бәзи вақитларда, һакимийәт алмишип, қериндашлиримиз әркин ибадәт қилалиши мүмкин. Яки адаләтни яқлайдиған сотчи әркинирәк ибадәт қилишимизға пайдилиқ қарар чиқириду. Бәзи Гувачилар башқичә бирхил қаршилиққа дуч келиду. Улар Йәһваға ибадәт қилиш бир қәдәр әркин болған дөләттә яшайду, амма аилә әзалири уларниң иман-етиқадиға қарши чиқиду (Мәт. 10:32—36). Нурғун әһвалларда қарши турғучилар бизни Йәһваға ибадәт қилиштин тосуп қалалмайдиғанлиғини тонуп йетип, қаршилиқ қилишини тохтитиду. Әмәлийәттә, бәзи әһвалларда илгири зораванлиқ билән қарши турғанлар кейинчә қизғин хизмәт қилидиған Гувачиға айланған. Қаршилиққа дуч кәлгәндә, һәргиз бәл қоювәтмәң, җасарәтлик болуң! Йениңизда Йәһва вә Униң күчлүк муқәддәс роһи бар, шуңа қорқидиған һечнәрсә йоқ!
ВӘЗИЙИТИМИЗ ӨЗГӘРГӘНДӘ
9. Немә үчүн бәзи йәһудийлар йеңи ибадәтханиниң һулини қойғанда үмүтсизләнгән еди?
9 Йеңи ибадәтханиниң һули селинғанда, бәзи яшанған йәһудийлар жиғлап кәткән (Әзра 3:12). Чүнки улар Сулайман падиша салған һәшәмәтлик ибадәтханини көргән еди. Йеңидин селинған ибадәтхана билән селиштурғанда, униң илгирики һалитидин қилчә әсәр қалмиғанлиғини һис қилған (Һагай 2:2, 3). Кониси билән йеңиси арисидики пәриқ сәвәплик уларниң көңли бузулған еди. Зәкәрия көргән тәсвирий көрүнүшләр уларниң бу үмүтсизликни йеңишигә қандақ ярдәм бәргән?
10. Зәкәрия 4:8—10 айәтләрдики пәриштиниң сөзлири, йәһудийларниң үмүтсизликни йеңишигә қандақ ярдәм бәргән?
10 Зәкәрия 4:8—10ни оқуң. Пәриштә йәһудийларға Зәрубабилниң қоли тутқан тик өлчәм тешини көргәндә шатлиниду дегәндә, зади немә демәкчи болған? Тик өлчәм теши бирхил өлчәш қурали, униңдин пайдилинип тамниң түз тәкши болған-болмиғанлиғини һөкүм қилишқа болиду. Шуңа пәриштә Худа хәлқигә бу ибадәтхана бәзиләргә аддийдәк көрүнсиму, амма униң чоқум тамамлинип, Йәһваниң өлчәмлиригә лайиқ келидиғанлиғини ейтмақчи болған еди. Йәһва униңдин хурсән болса, йәһудийлар һәм шат-хорамлиққа чөмүши керәк әмәсму?! Йәһва үчүн муһим болғини, йеңи ибадәтханида Униң өлчәм-тәләплиригә мас ибадәт қилиштур. Әгәр йәһудийлар Йәһва қобул қилидиған усулда ибадәт қилса, Униң қобул қилишиға еришип, улар қайта шат-хорамлиқтин бәһримән болатти.
11. Йәһваға ибадәт қилған бәзи кишиләр бүгүн қандақ қийинчилиқларға дуч келиду?
11 Вәзийитимиз өзгәргәндә, нурғунлиримиз үчүн қийин болиду. Узун жиллар пүтүн күн мәхсус хизмәт қилған бәзиләр йеңи вәзипини тапшурувалиду. Бәзиләргә йеши сәвәплик өзи сөйүп қилған хизмәтни тохтитишқа тоғра келиду. Бундақ өзгиришкә дуч кәлгәндә, бизниң үмүтсизлинишимиз тәбиий әһвал. Дәсләптә биз бу қарарни толуқ чүшәнмәслигимиз яки униңға қошулмаслиғимиз мүмкин. Биз бәлким, бурунқи вақитларни әсләп, үмүтсизлинип, әнди өзүмизни Йәһваға пайдисиздәк һис қилишимиз мүмкин (Пәнд н. 24:10). Зәкәрия көргән тәсвирий көрүнүш давамлиқ қолумиздин келишичә әң яхшини Худаға беришимизгә қандақ ярдәм берәләйду?
12. Вәзийитимиз өзгәргәнликтин үмүтсизләнсәк, Зәкәрия көргән көрүнүш үмүтсизликни йеңишимизгә қандақ ярдәм берәләйду?
12 Биз вәзийитимизгә Йәһваниң көзқариши билән қариғанда, өзгиришкә асанирақ адәтлинәләймиз. У бүгүн әҗайип ишларни әмәлгә ашуруватиду, бизниң йәнә Униң билән хизмәтдаш болуштәк алаһидә имтиязимиз бар (Кор. 1-х. 3:9). Бизниң вәзипилиримиз өзгириши мүмкин, амма Йәһваниң бизгә болған сөйгү-муһәббити өзгәрмәйду. Нәтиҗидә, әгәр тәшкилаттики өзгириш сизгә шәхсән тәсир қилса, өзгиришләрниң сәвәплири үстидә көп ойлап жүргәндин көрә, өзгиришниң яхши тәрипини көрәлишиңиз үчүн Йәһвадин ярдәм сорап дуа қилиң (Вәз 7:10). Сиз қилалмайдиған ишлар һәққидә ойланғандин көрә, қилалайдиған барлиқ ишлар үстидә ойлиниң. Зәкәрияниң тәсвирий көрүнүшидин иҗабий көзқарашни сақлашниң муһимлиғини үгинимиз. Шундақ қилсақ, вәзийитимиз өзгәргән һаләттиму, хошал-хорамлиғимизни вә садақәтмәнлигимизни сақлап қалалаймиз.
ЙОЛ-ЙОРУҚҚА ӘГИШИШ ҚИЙИН БОЛҒАНДА
13. Немә үчүн бәзи исраиллар ибадәтхана қурулушини қайта давамлаштуруш һәққидики көрсәтмини хата дәп қариған болуши мүмкин?
13 Ибадәтханини қайта ясаш иши чәкләнгән еди. Шундақтиму, йетәкчилик қилишқа тәйинләнгән кишиләр баш роһаний Йәшуа вә валий Зәрубабил «Худаниң өйини қайта қурушқа башлиған» (Әзра 5:1, 2). Бәлким, бәзи йәһудийлар бу қарарни хата дәп ойлиған. Чүнки ибадәтхана қурулуш ишини дүшмәндин йошурғили болматти, улар барлиқ амалларни ишлитип, тосқунлуқ қилатти. Икки мәсъулийәтчан киши, Йәшуа вә Зәрубабил, Йәһваниң қоллап-қуввәтлишигә еришкән еди. Қандақ?
14. Зәкәрия 4:12, 14-айәтләргә асасланғанда, баш роһаний Йәшуа вә валий Зәрубабил қандақ қоллап-қувәтләшкә еришкән?
14 Зәкәрия 4:12, 14ни оқуң. Зәкәрия көргән бу көрүнүштә пәриштә Худаниң садиқ пәйғәмбиригә бу икки зәйтун дәриғиниң «майланған» икки киши, йәни Йәшуа вә Зәрубабилға, вәкиллик қилидиғанлиғини ашкарилиған еди. Шу «пүткүл йәр-зиминниң Егиси алдида туруватқан» икки киши Яратқучи Йәһваға вәкиллик қилатти. Немә дегән улуқ шан-шәрәп, һә! Йәһва уларға ишәнгән. Мошуниңға асасланғанда, башқа исраилларниң уларниң ейтқан һәрқандақ сөзлиригә вә Худадин кәлгән йол-йоруқларға ишинишигә йетәрлик асаси бар еди. Чүнки Худа шу иккисини исраилларға йетәкчилик қилишқа тәйинлигән.
15. Йәһваниң Сөзидин кәлгән йол-йоруқларни һөрмәтләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?
15 Бүгүнки күндә Йәһва давамлиқ Өз хәлқигә йол-йоруқ бериватиду. Буниң бир йоли — Өз Сөзи болған Муқәддәс китаптур. Бу китапта У Өзи қобул қилидиған усулда Униңға ибадәт қилишимизни ейтиду. Биз Худа Сөзидин кәлгән йол-йоруқларни һөрмәт қилидиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? Уни зеһин қоюп оқуш вә оқуғанларни чүшинишкә вақит чиқириш арқилиқ. Өзүңиздин сорап беқиң: «Мән Муқәддәс китапни яки шуниңға асаслинип йезилған китап-журналларни оқуғанда, тохтап, чоңқур ойлинимәнму? Мән «чүшиниш қийин болған» Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрниң мәнаси тоғрилиқ издинимәнму яки көз жүгүртүп мундақла оқуп қоюмәнму?» (Пет. 2-х. 3:16). Әгәр Йәһваниң бизгә бәргән тәлимлири һәққидә чоңқур ойлинишқа вақит чиқарсақ, Униң көрсәтмилиригә бойсунуп, Падишалиқ хуш хәвирини җакалаш хизмитимизни ада қилалаймиз (Тим. 1-х. 4:15, 16).
16. Бәзидә садиқ һәм әқил-парасәтлик қулдин кәлгән йол-йоруқни толуқ чүшәнмисәкму, униңға бойсунушниң биз үчүн қандақ пайдиси бар?
16 Йәһваниң йол-йоруқ бериш йолидин йәнә бири — «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» (Мәт. 24:45). Бәзи вақитларда бу қул биз толуқ чүшәнмәйдиған йол-йоруқни көрситиши мүмкин. Мәсилән, районимизда йүз бериш мүмкинчилиги йоқ дәп қаралған тәбиий апәттин қутқузуш үчүн тәйярланған ениқ көрсәтмиләр берилиши мүмкин. Яки бу қул жуқумлуқ вирус мәзгилидә һәддидин зиядә еһтиятчан болуп кәткәндәк һис қилимиз. Әгәр берилгән йол-йоруқлар әмәлийәтчан әмәстәк һис қилсақ, қандақ қилишимиз керәк? Биз Йәшуа вә Зәрубабил арқилиқ берилгән көрсәтмиләргә исраиллар қулақ селип, қандақ пайда-мәнпәәткә еришкәнлиги һәққидә чоңқур ойлап көрсәк болиду. Йәнә оқуған Муқәддәс китаптики башқа үзүндиләр һәққидә ойлансақму болиду. Бәзидә Худа хәлқигә берилгән, инсанларниң нәзәридә әмәлийәткә мас кәлмәйдиғандәк йол-йоруқ, нәтиҗидә уларниң һаятини сақлап қалған еди (Һак. 7:7; 8:10).
ЗӘКӘРИЯНИҢ КӨРГӘНЛИРИНИ КӨРҮҢ
17. Чирақдан вә икки зәйтун дәриғиниң көрүнүши йәһудийларға қандақ тәсир қилған?
17 Бәлким, Зәкәрия көргән бәшинчи көрүнүш бәк қисқа, амма у йәһудийларниң өз хизмәтлири вә ибадәтлирини давамлиқ қизғин давамлаштурушиға ярдәм бәргән еди. Улар Зәкәрияниң көргәнлиригә мас һалда һәрикәт қилғанда, Йәһваниң меһир-шәпқәткә толған ярдими вә йол-йоруғини һис қилған. Йәһва Өзиниң күч-қудрәтлик муқәддәс роһи арқилиқ уларниң қурулуш ишини давамлаштурушиға вә қайта хошаллиқ тепишиға ярдәм бәргән (Әзра 6:16).
18. Зәкәрия көргән әҗайип көрүнүш һаятиңизға қандақ тәсир көрситиду?
18 Зәкәрия көргән чирақдан вә икки зәйтун дәриғиниң көрүнүши һаятиңизға күчлүк тәсир көрситәләйду. Биз муһакимә қилғинимиздәк, у қарши чиққучиларға дуч кәлгәндә, күчлүк болушиңизға вә вәзийәтлириңиз өзгәргәндә, хошаллиқ тепишиңизға, шуниңдәк сиз чүшәнмәйдиған йол-йоруқ берилгәндә, униңға ишиниш вә итаәтчан болушқа ярдәм берәләйду. Һаятиңизда қийинчилиқларни баштин өткүзгәндә, немә қилишиңиз керәк? Алди билән, Зәкәрияниң көргәнлирини көрүң, йәни Йәһваниң Өз хәлқигә көңүл бөлидиғанлиғиниң дәлил-испатлириға қараң. Андин Йәһваға ишәнч қилип, пүтүн қәлбиңиз билән Униңға ибадәт қилишни давамлаштурушқа тиришиң (Мәт. 22:37). Әгәр шундақ қилсиңиз, Йәһва сизниң мәңгү хошаллиқ билән Униңға хизмәт қилишиңизға ярдәм бериду (Кол. 1:10, 11).
23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз
a Йәһва Худа Зәкәрия пәйғәмбәргә кишини һаяҗанға салидиған бир қатар әҗайип көрүнүшләрни көрсәткән. Зәкәрияниң көргәнлири униңға шәхсән вә Йәһваниң хәлқигә пак ибадәтни әслигә кәлтүрүш үчүн тиришиватқанда дуч кәлгән қийинчилиқларни йеңишқа күч әта қилған. Шу әҗайип көрүнүшләр бизниңму қийинчилиқларға қаримай, Йәһваға садиқлиқ билән хизмәт қилишимизға ярдәм берәләйду. Бу мақалидә Зәкәрия көргән бир чирақдан билән зәйтун дәриғини өз ичигә алған бир көрүнүштин қандақ муһим савақларни үгинәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.
b Бирнәччә жилдин кейин, валий Нәһәмияниң заманида, Артахшашта исимлиқ башқа бир һөкүмран йәһудийларға көп яхшилиқ қилған еди.