Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

13-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Мәвҗудатлардин пайдилинип, балилириңларға Йәһва һәққидә үгитиңлар

Мәвҗудатлардин пайдилинип, балилириңларға Йәһва һәққидә үгитиңлар

«Ким буниң һәммисини яратти?» (ЙӘШАЯ 40:26).

15-НАХША Мәвҗудатлар Йәһвани мәдһийиләйду

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Ата-анилар балилириниң немә қилишини арзу қилиду?

 АТА-АНИЛАР, силәр балилириңларниң Йәһвани тонушиға вә сөйүшигә ярдәм беришни халайдиғанлиғиңларни билимиз. Лекин Худа көзгә көрүнмәс. Балилириңларға Уни шәхс сүпитидә тонуп, Униңға йеқинлишишиға қандақ ярдәм берәләйсиләр? (Яқуп 4:8)

2. Ата-анилар балилириға Йәһваниң пәзиләтлирини қандақ үгитәләйду?

2 Балиларға Йәһваға йеқинлишишиға ярдәм беришниң муһим бир йоли — улар билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгиниш (Тим. 2-х. 3:14—17). Муқәддәс китап яшларниң Йәһва Худа һәққидә үгиниши үчүн йәнә бир йол барлиғини көрситиду. Пәнд-нәсиһәтләр китавида бир дада оғлиға мәвҗудатлар ашкарилиған Йәһваниң пәзиләтлирини һәргизму унтуп қалмаслиғини әскәрткән (Пәнд н. 3:19—21). Һазир ата-анилар әтрапимиздики мәвҗудатлар арқилиқ балилириниң Йәһваниң пәзиләтлири һәққидә үгинишигә қайси бәзи усуллар билән ярдәм берәләйдиғанлиғини көрүп бақайли.

МӘВҖУДАТЛАРДИН ПАЙДИЛИНИП ПӘРЗӘНТЛИҢЛАРҒА ҚАНДАҚ ТӘЛИМ БЕРӘЛӘЙСИЛӘР?

3. Ата-анилар балилириға қандақ ярдәм бериши керәк?

3 Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Көзгә көрүнмәйдиған хисләтлири... дуния пәйда болғандин башлап рошән болмақта, шу сәвәптин улар яритилған нәрсә арқилиқ тонулиду» (Рим. 1:20). Ата-анилар, бәлким балилириңлар билән сиртларға чиқип, вақит өткүзүшни яхши көрисиләр. Шу пурсәттин пайдилинип, балилириңларға мәвҗудатлар арқилиқ Йәһва Худаниң әҗайип пәзиләтлирини көрүп йетишигә ярдәм бериңлар. Ундақта, ата-анилар мошу җәһәттә Әйсадин қандақ үлгә алалайдиғанлиғини көрүп бақайли.

4. Әйса мәвҗудатларни ишлитип шагиртлириға қандақ тәлим бәргән? (Луқа 12:24, 27—30)

4 Әйсаниң мәвҗудатлардин пайдилинип, қандақ тәлим бәргәнлигигә диққәт қилиң. У бир қетим шагиртлирини қарға вә далада өскән гүлни күзитишкә дәвәт қилған (Луқа 12:24, 27—30ни оқуң). Әйса һәрқандақ һайван яки өсүмлүкни тилға алса болатти, бирақ у шагиртлири яхши билидиған қуш вә гүлни таллиған. Бәлким, шагиртлар шу чағда үстидин учуп өтүватқан қарғиларни вә далада ечилған гүлләрни көрүватқан болуши мүмкин. Әйса сөзләватқанда, шу нәрсиләргә ишарәт қилғанлиғини тәсәввур қилаламсиз? У уларни мисал қилғандин кейин немә қилған? У шагиртлириға асмандики Атисиниң сехийлиғи вә меһрибанлиғи һәққидә муһим бир дәрис бәргән. Йәһва қарғиларни тойғузуп, даладики гүлләрни чирайлиқ кийиндүргәндәк, Өзиниң хизмәтчилирини тойғузиду вә кийиндүриду.

5. Ата-анилар қайси мәвҗудатлардин пайдилинип, балилириға Йәһва һәққидә үгәтсә болиду?

5 Ата-анилар, силәр Әйсаниң тәлим бериш усулини үлгә қиламсиләр? Балилириңларға өзүңлар яхши көридиған һайван яки өсүмлүк һәққидә ейтип бериңлар. Шундақ қилғиниңларда, тилға алған мәвҗудатниң Йәһва һәққидә немиләрни ашкарилайдиғанлиғини чүшәндүрүңлар. Андин кейин, балилириңлардин өзи яхши көридиған һайван яки өсүмлүк һәққидә сорап көрүңлар. Әгәр улар қизиққан мәвҗудатларни мисал қилип, Йәһва тоғрилиқ тәлим беришкә һәрикәт қилсиңиз, улар бәлким техиму қизиқип аңлиши мүмкин.

6. Кристоферниң аписиниң көрсәткән үлгисидин немиләрни үгинәләймиз?

6 Ата-анилар, мәвҗудатларниң Йәһва Худа һәққидә немиләрни ашкарилайдиғанлиғини муһакимә қилиштин бурун нурғун вақит сәрип қилип, мәлум һайван яки өсүмлүкни тәтқиқ қилип үгиниши керәкму? Шундақ қилиш һаҗәт әмәс. Әйса қарғиларниң озуқлиниш адити яки далада өскән гүлләрниң һүҗәйрә түзилиши һәққидә узун чүшәнчиләрни бәрмигән. Бәлким, балилириңиз бәзидә тәбиәт һәққидә техиму чоңқурирақ мулаһизә қилиштин хошаллиқ тепиши мүмкин. Амма бәзидә мәлум бир һәқиқәтни чүшәндүрүш үчүн аддий күзитиш яки соалларни қоюш йетәрлик. Кристофер исимлиқ бурадәр балилиқ чағлиридики әслимилири һәққидә мундақ дәйду: «Апам әтрапимиздики мәвҗудатларни қәдирлишимизгә ярдәм бериш үчүн аддий көзқарашлирини ейтип берәтти. Мәсилән, биз бир тағқа йеқинлашқанда, у: “Қариғинә, бу тағлар нәқәдәр һәйвәт вә гөзәл. Йәһва кишини һәйран қалдуридиған Худа, шундақ әмәсму?” Яки деңизға йеқинлашқанда: “Қараң, долқунлар нәқәдәр күчлүк! Худа һәқиқәтән күч-қудрәтлик, шундақ әмәсму?”— дәтти». Кристофер: «Мошу аддий, амма чоңқур ойландуридиған сөзләр бизгә чоң тәсир көрсәткән еди»,— дәйду.

7. Балилириңларни яритилиш һәққидә ойлинишқа қандақ үгитәләйсиләр?

7 Ата-анилар, балилириңларниң йешиниң чоңийишиға әгишип, уларни яритилиш һәққидә техиму көп ойлинишқа вә Йәһваниң пәзиләтлири һәққидә хуласә чиқиришқа үгитәләйсиләр. Худа яратқан бир нәрсини алаһидә тәкитләп, балилириңлардин мундақ сорисиңиз болиду: «Униңдин Йәһва Худа һәққидә немиләрни үгәндиң?» Уларниң бәргән җаваплирини аңлап, һәйран қелишиңлар мүмкин (Мәт. 21:16).

ҚАЧАН БАЛИЛИРИҢЛАРҒА МӘВҖУДАТЛАР ҺӘҚҚИДӘ ТӘЛИМ БЕРӘЛӘЙСИЛӘР?

8. Исраиллар сәпәр қилғанда, ата-аниларниң қандақ пурсәтлири болған?

8 Исраил ата-анилардин балилириға йолда жүргәндә, Йәһваниң буйруқлирини үгитиш тәләп қилинған (Қ. шәр. 11:19). Исраил зиминида сәпәр қилғанда, йолларда һәрхил һайванлар, қушлар вә гүлләрни көргили болатти. Исраиллар аилиси билән сәпәр қилғанда, ата-аниларниң балилириға Йәһваниң яратқан мәвҗудатлириға болған қизиқишини ойғитиш пурсәтлири болған. Ата-анилар, силәрниңму балилириңларға тәлим бериш үчүн мәвҗудатлардин пайдилиниш пурситиңлар бар. Бәзи ата-аниларниң шундақ қилиш үчүн немиләрни қилғанлиғини көрүп бақайли.

9. Пунита вә Катяниң мисаллиридин немиләрни үгинәләймиз?

9 Һиндистандики чоң бир шәһәрдә яшайдиған Пунита исимлиқ ана мундақ дәйду: «Биз йезидики уруқ-туққанлиримизни йоқлап барғанда, буни балилиримизға Йәһваниң әҗайип әсәрлирини билишигә ярдәм беришниң яхши пурсити дәп қараймиз. Балилиримниң шәһәрдики адәм көп кочилардин қиста-қистаң қатнаш васитилиридин жирақлашқанда, мәвҗудатлар һәққидә техиму яхши чүшинидиғанлиғини һис қилдим». Ата-анилар, бәлким балилириңлар силәр билән өткүзгән гөзәл вақтини һәргизму унтуп қалмайду. Молдовада яшайдиған Катя исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Балилиқ чеғимдики әң гөзәл әслимилирим — ата-анам билән йезида өткүзгән күнләр. Мән уларниң кичик чеғимдин башлап Йәһваниң әсәрлирини күзитишни үгәткини үчүн миннәтдармән».

Һәтта шәһәрдә әтрапиңлардики мәвҗудатлардин пайдилинип, пәрзәнтлириңларға Йәһва һәққидә тәлим бериш үчүн пурсәт тапалайсиләр (10-абзацқа қараң)

10. Шәһәр сиртиға сәяһәткә чиқиш қийин болса, ата-анилар немә қилалайду? ( «Ата-аниларға ярдәм» дегән рамкиға қараң.)

10 Әгәр силәрниң шәһәр сиртиға чиқип, сәяһәт қилиш мүмкинчилигиңлар болмиса, немә қилишиңлар керәк? Һиндистанда яшайдиған Амол мундақ дәйду: «Мән яшайдиған жутида ата-анилар һәр күни әтигәндин кәчкичә ишлиши керәк. Униңдин башқа, шәһәр сиртиға сәяһәткә чиқиш һәм қиммәт. Амма кичик бағчә, балкон яки өгүз мәвҗудатларни күзитидиған вә Йәһваниң пәзиләтлири һәққидә параңлишидиған җай болалайду». Диққәт билән қарисиңиз, өйүңизниң әтрапида балилириңизға көрситәләйдиған нурғун нәрсиләрни байқишиңиз мүмкин (Зәб. 104:24). Мәлум бир қуш, һашарәт, өсүмлүк вә башқа нәрсиләрни тапалайсиз. Германиядә яшайдиған Карина мундақ дәйду: «Апам гүлләрни яхши көриду. Шуңа мән кичик вақтимда униң билән сәйлә қилишқа чиққанда, у маңа чирайлиқ гүлләрни көрситип берәтти». Ата-анилар, тәшкилатимиз нәшир қилған яритилишқа мунасивәтлик нурғун видеоларни вә башқа нәшрий материалларни ишлитип, балилириңларға тәлим берәләйсиләр. Әлвәттә, шараитиңларниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, пәрзәнтлириңларниң Йәһва Худа яратқан нәрсиләрни күзитишигә ярдәм берәләйсиләр. Һазир балилириңларға көрситип берәләйдиған Йәһваниң бәзи пәзиләтлирини көрүп бақайли.

ЙӘҺВАНИҢ КӨЗГӘ КӨРҮНМӘС ПӘЗИЛӘТЛИРИНИ КӨРҮШКӘ ТИРИШИҢ

11. Ата-анилар балилириға Йәһваниң муһәббитини көрүп йетишигә қандақ ярдәм берәләйду?

11 Ата-анилар, балилириңларға Йәһваниң муһәббитини тонуп йетишигә ярдәм бериңлар. Буниң үчүн нурғунлиған һайванатлар өз балилириға қандақ көңүл бөлидиғанлиғини көрситип бәрсәңлар болиду (Мәт. 23:37). Мәвҗудатларниң бизни зоқландуридиған әҗайип түрлирини һәм тәкитлисәңлар болиду. Тилға елинған Карина мундақ дәйду: «Сәйлә қилишқа чиққанда, апам мени тохтап, һәрбир гүлниң алаһидилиги вә гөзәллиги Йәһваниң сөйгү-муһәббитини қандақ әкс әттүргәнлигини көрүп йетишкә илһамландурған. Жиллар өтүп, мән һазирму гүлләрниң түрлири, түзүлүши вә рәңгигә диққәт билән күзитимән. Улар давамлиқ маңа Йәһва Худаниң бизни қанчилик сөйидиғанлиғини әскәртиду».

Тенимизниң әҗайип түзүлишини тилға елиш арқилиқ пәрзәнтлириңларға Худаниң әқил-парасити һәққидә үгитәләйсиләр (12-абзацқа қараң)

12. Ата-анилар, балилириңларниң Худаниң әқил-параситини чүшинишигә қандақ ярдәм берәләйсиләр? (Зәбур 139:14; рәсимгиму қараң.)

12 Балилириңларниң Худаниң әқил-параситини чүшинишигә ярдәм бериңлар. Йәһва һәқиқәтән биздин әқиллиқ (Рим. 11:33). Мәсилән, булутни һасил қилидиған суниң қандақ қилип бир йәрдин йәнә бир йәргә ләйләп жүргәнлигини көрситип бәрсиңиз болиду (Аюп 38:36, 37). Йәнә адәм бәдининиң һәйран қаларлиқ түзүлишини тәкитлисиңиз болиду (Зәбур 139:14ни оқуң). Владимир исимлиқ бир дадиниң немә қилғанлиғини көрүп беқиң: «Бир күни оғлумиз велосипедтин жиқилип, өзини яриландурди. Бирнәччә күндин кейин ярилири сақийип кәтти. Аялим иккимиз Йәһваниң һүҗәйрилиримизни өз-өзини оңшаш иқтидари билән яратқанлиғини чүшәндүрдуқ. Инсанлар ясиған нәрсиләрдә бундақ иқтидар йоқлиғини ейттуқ. Мәсилән, машина һадисидин кейин у өз-өзини оңшалмайду. Шу кәчүрмиш оғлумизға Йәһваниң әқил-параситини чүшинишкә ярдәм бәрди».

13. Ата-анилар, балилириңларниң Худаниң күч-қудритини тонушиға қандақ ярдәм берәләйсиләр? (Йәшая 40:26)

13 Йәһва көзлиримизни асманға тикип, әҗайип күч-қудритиниң каинатни өз орнида қандақ һәрикәтләндүридиғанлиғи һәққидә ойлинишқа чақирған (Йәшая 40:26ни оқуң). Балилириңларни асманға қарап ойлинишқа дәвәт қилиңлар. Тайваньда яшайдиған Тин-тин исимлиқ қериндаш балилиқ чағлири һәққидә немиләрни әсләләйдиғанлиғиға диққәт қилиң: «Бир қетим апам мени далада чедирда қонушқа апарди. Шәһәр чирақлиридин хали кечә асминиға қаридуқ. Шу чағларда Йәһваға садиқ қалалмаслиғимдин әнсирәттим, чүнки тәңдашлирим Худаға бойсунушимға қийинчилиқ туғдурушқа урунатти. Апам мени Йәһваниң йоруқ юлтузларни яритишта ишләткән күч-қудрити һәққидә ойлинишқа вә шу күч-қудритини ишлитип мениң һәрқандақ синаққа бәрдашлиқ беришимгә ярдәм қилидиғанлиғини әстә сақлашқа илһамландурди. Шу сәяһәт җәриянида мән мәвҗудатларни күзәткәндин кейин, Йәһвани техиму яхширақ тонуп тәсирләндим вә Униңға хизмәт қилиш ирадәм күчәйди».

14. Ата-анилар балилириңларниң Йәһваниң шат-хорам Худа екәнлигини көрүп йетишигә мәвҗудатлар арқилиқ қандақ ярдәм берәләйсиләр?

14 Йәһва яратқан мәвҗудатлар Униң хошаллиғини вә юмористик туйғуға егә екәнлигини ашкарилайду. Тәтқиқатчилар қушлар вә белиқлар қатарлиқ көплигән һайванларниң ойнаватқан вақтини күзәткән (Аюп 40:20). Балилириңлар һайванларниң ойнаватқанлиғини көрүп күлүп кәткән чағлири болғанму? Улар бәлким, мөшүк бир допни қоғлаватқанлиғини яки күчүкләр бир-бирини чишләп ойнишиватқанлиғини көргән болуши мүмкин. Кейинки қетим балилириңлар һайванларниң ойнаватқанлиғини көрүп күлгәндә, уларға шат-хорам Худаға хизмәт қиливатқанлиғимизни әскәртиңлар (Тим. 1-х. 1:11).

АИЛӘ БИРЛИКТӘ ЙӘҺВАНИҢ ӘСӘРЛИРИДИН ҺУЗУР ЕЛИҢЛАР

Пәрзәнтлириңлар билән бирликтә тәбиәттин һузур алған чағларда, улар өзини әркин-азадә һис қилип, өз һис-туйғулири һәққидә силәргә ейтип бериши мүмкин (15-абзацқа қараң)

15. Ата-аниларға балилириниң ой-пикирлирини билишигә немә ярдәм берәләйду? (Пәнд-нәсиһәтләр 20:5; рәсимгиму қараң.)

15 Бәзи чағларда ата-анилар үчүн пәрзәнтлири дуч кәлгән қийинчилиқлар һәққидә параңлишиш асанға тохтимаслиғи мүмкин. Әгәр сиз шундақ әһвалға дуч кәлгән болсиңиз, балилириңларниң көңлидикини сиртқа тартип чиқиришиңлар керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 20:5ни оқуң). Бәзи ата-анилар үчүн балилири билән тәбиәттин һузурланғанда, мундақ қилиш асанға тохтайду. Буниң бир сәвәви, балилар вә ата-аниларниң шундақ пәйттә диққитини чачидиған ишлар аз болиду. Тайваньдики Масахико исимлиқ дада йәнә бир сәвәвини тилға елип, мундақ дәйду: «Биз пәрзәнтлиримиз билән сиртқа вақит өткүзүшкә чиққанда, тағда сәйлә қилғанда яки деңиз бойини тамашә қилип маңғанда, улар адәттә өзини техиму әркин-азадә һис қилиду. Шундақ пәйтләрдә улар билән сөһбәтлишип, һис-туйғулирини билиш биз үчүн асанирақ болиду». Жуқурида тилға алған Катя мундақ дәйду: «Мәктәптин кейин апам мени чирайлиқ бир бағчиға елип баратти. Шундақ әркин-азадә муһитта мән апамға мәктәптә немә ишлар болғанлиғини яки немидин ғәм-әндишә қилғанлиғимни бемалал ейтип берәттим».

16. Йәһваниң әсәрлиридин аилә бирликтә һузур алған пәйтләрдә дәм елиш вә көңүл ечиш үчүн немә қилалайду?

16 Йәһва Худа яратқан мәвҗудатлар аилиләрниң арам елиши вә көңүл ечиши үчүн ярдәм берәләйду. Бу арқилиқ аилә әзалириниң меһир-муһәббәт ришти техиму күчийиду. Муқәддәс китапта күлүшниңму бир вақти бар, усул ойнашниңму бир вақти бар дейилгән (Вәз 3:1, 4). Йәһва Өз қоли билән йәр йүзидә әҗайип чирайлиқ җайларни яратқан. Шу җайларда өзүмиз яхши көргән ишларни қилалаймиз. Нурғун аилиләр тәбиәт бағчилири, йеза-қишлақлар, тағлар вә деңиз саһиллирида бирликтә вақитни өткүзүшни яхши көриду. Бәзи балилар бағчиларда жүгрәп ойнашни, һайванатларни күзитишни яки дәрия, көл вә деңизда су үзүшни яхши көриду. Йәһваниң әсәрлири билән толған тәбиәт бизгә көңүл ечиш үчүн нәқәдәр көп имканийәтләрни яритип бериду-һә!

17. Ата-анилар, немә үчүн балилириңларниң Худаниң яратқан мәвҗудатлиридин һузурлинишқа ярдәм беришиңлар керәк?

17 Кәлгүси йеңи дунияда ата-анилар вә балиларниң Йәһва Худа яратқан мәвҗудатлиридин һузурлиниш үчүн техиму көп пурсәтлири болиду. Бүгүнки күнгә охшимайдиған йери, келәчәктә биз һайванлардин қорқмаймиз, уларму биздин қорқмайду (Йәшая 11:6—9). Йәһваниң әсәрлиридин һузурлиниш үчүн чәксиз вақтимиз болиду (Зәб. 22:26). Амма ата-анилар, балилириңларниң мәвҗудатлардин һузурлинишиға ярдәм беришни шу вақит кәлгичә сақлап турмаңлар! Мәвҗудатлардин пайдилинип, балилириңларға Йәһва һәққидә тәлим бәргиниңларда, улар бәлким Давут падишаниң мону сөзлиригә қошулуши мүмкин: «Йәһва... Сениң ишлириңға уларниң ишлири тәң келәлмәйду!» (Зәб. 86:8)

41-НАХША Йәһваға яш вақтиңдин хизмәт қил!

a Нурғун қериндашлар балилиқ чағлирида ата-анилири билән тәбиәттин һузур алған күнләрни әсләләйду. Шу хошал пәйтләрдә ата-анилири уларға Йәһваниң пәзиләтлири һәққидә тәлим бәргәнлигини һазирғичә унтумиған. Әгәр пәрзәнтлириңиз болса, Худаниң пәзиләтлири һәққидә уларға тәлим бериш үчүн әтрапиңиздики мәвҗудатлардин қандақ пайдилиналайсиз? Бу мақалә мошу соалға җавап бериду.