Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

10-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Немә үчүн чөмдүрүлүштин өтүшиңиз керәк?

Немә үчүн чөмдүрүлүштин өтүшиңиз керәк?

«Һәрқайсиңлар... суға чөмдүрүлүңлар» (ӘЛЧ. 2:38).

29-НАХША Садақәтмәнликни сақлап жүрәйли

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Кишиләр чөмдүрүлгәндә, дайим немә иш йүз бериду вә сиз чоқум немә һәққидә ойлинип көрүшиңиз керәк?

 СИЗ бир топ чөмдүрүлүшкә тәйяр болған кишиләрни көрүп баққанму? Улар чөмдүрүлүштин илгири икки соалға җавап бәргәндә, уларниң ишәнч билән җавап бәргән авазини аңлайсиз. Аилә әзалири вә достлириниң хошаллиққа чөмгәнлигини көрисиз. Әшу кишиләр судин чиққанда, алқишлиған чавакларниң авазлирини аңлайсиз вә уларниң чирайида хошаллиқ нурини көрисиз. Оттура һесап билән, һәр һәптидә миңлиған киши бу қәдәмни бесип, өзини беғишлап, Йәһва Худаниң чөмдүрүлгән Гувачилириға айлиниду.

2 Сизчу? Әгәр чөмдүрүлүшни ойлаватқан болсиңиз, бу рәзил дунияда «Йәһвани издәватқан» адәмдәк парлақ нуриңизни чачисиз (Зәб. 14:1, 2). Мәйли яш яки яшанған болуң, бу мақалә сизгә ярдәм бериду. Биз, аллиқачан чөмдүрүлгән етиқатчиларму, Йәһваға мәңгү хизмәт қилиш ирадимизни күчәйтишни халаймиз. Ундақта, һазир Йәһва Худаға хизмәт қилишниң нурғун сәвәплири арисидин үч сәвәпни бир-бирләп көрүп бақайли.

ҺӘҚИҚӘТ ВӘ ҺӘҚҚАНИЙЛИҚҚА БОЛҒАН МУҺӘББИТИҢИЗ

Шәйтан нәччә миң жилдин буян Йәһва Худаниң исмиға төһмәт қилип келиватиду вә һазирму шундақ қилиду (3, 4-абзацларға қараң)

3. Немә үчүн Йәһваниң хизмәтчилири һәқиқәтни вә һәққанийлиқни сөйиду? (Зәб. 119:128, 163)

3 Йәһва Өз хәлқигә һәқиқәтни сөйүшни буйриған (Зәк. 8:19). Әйса өз әгәшкүчилирини һәққанийлиқни қоғлишишқа чақирған (Мәт. 5:6). Демәк, бу Худаниң көзидә тоғра, яхши вә пак ишларни қилишта күчлүк арзу-истигимиз болуши керәклигини билдүриду. Һәқиқәтни вә һәққанийлиқни сөйәмсиз? Сизниң шундақ қилидиғанлиғиңизға ишинимиз. Ялғанчилиқни, хата вә яман ишларниң һәммисини өч көрисиз (Зәбур 119:128, 163ни оқуң). Ялғанчилар бу дунияниң һөкүмрани Шәйтанниң миҗәз-хулқини әкс әттүриду (Йоһ. 8:44; 12:31). Шәйтанниң мәхсәтлиридин бири — Йәһва Худаниң муқәддәс исмиға төһмәт қилиш. Шәйтан Ерәм беғидики исияндин буян Худайимиз һәққидә ялғанни тарқитип кәлмәктә. У Йәһвани инсанлардин яхши ишларни бәрмәйдиған шәхсийәтчи, ялғанчи һөкүмран дәп көрсәткән (Ярит. 3:1, 4, 5). Шәйтанниң Йәһва Худа һәққидә ейтқан ялғанлири кишиләрниң әқлини вә қәлбини зәһәрләп кәлмәктә. Инсанлар һәқиқәтни сөймәсликни таллиғанда, Шәйтан уларни һәрхил наһәқ вә рәзил қилмишларни қилишқа йетәкләйду (Рим. 1:25—31).

4. Йәһва һәқиқәтниң Худаси екәнлигини қандақ испатлиған? (Рәсимгиму қараң.)

4 Йәһва — һәқиқәтниң Худаси. У Өзини сөйидиғанларға сехийлиқ билән һәқиқәтни үгитиду (Зәб. 31:5). Шундақ қилиш арқилиқ Худа уларға ярдәм берип, уларни Шәйтанниң ялғанчилиқлиридин қутулдуриду. Йәһва Өз хизмәтчилиригә сәмимий вә тоғра болушни үгитиду. Шуниң билән, улар иззәт-һөрмәт вә көңүл хатирҗәмлигигә еришәләйду (Пәнд н. 13:5, 6). Сиз Муқәддәс китапни үгиниватқиниңизда, Йәһва сизгиму шундақ қилғанму? Яратқучиниң йоллири пүткүл инсанийәт вә сиз үчүн әң яхши екәнлигини үгәндиңиз (Зәб. 77:13). Шуңа, Йәһва Худаниң һәққанийлиғида чиң турушни халайсиз (Мәт. 6:33). Сиз һәқиқәтни қоғдап, Йәһва Худайимизға ялған төһмәт қилинғанлиғини испатлашқа ярдәм қилмақчисиз. Амма буни қандақ қилалайсиз?

5. Қандақ қилип һәқиқәт вә һәққанийлиқта чиң туралайсиз?

5 Сиз мундақ бир һаятлиқ йолини таллалайсиз. Әмәлийәттә, бу сизниң: «Мән Шәйтанниң ялғанчилиғини рәт қилимән, һәқиқәтни қоғдаймән, Йәһва Һөкүмраним болушини үмүт қилимән вә Униң дегинини қилишни халаймән» дегиниңизни билдүриду. Буни қандақ қилалайсиз? Дуада Йәһваға йеқинлишиң. Өзүңизни Униңға беғишлаң, андин чөмдүрүлүш арқилиқ өзүңизни беғишлиғанлиғиңизни көпчилик алдида көрситиң. Һәқиқәт вә һәққанийлиққа болған муһәббәт суға чөмдүрүлүштин өтүшни таллашқа дәвәт қилидиған һәрикәтләндүргүчи күч.

ӘЙСА МӘСИҺКӘ БОЛҒАН МУҺӘББӘТ

6. Зәбур 45:4-айәт сизгә Әйса Мәсиһни сөйүшниң қандақ сәвәплирини көрситип бериду?

6 Сиз немә үчүн Әйса Мәсиһни сөйисиз? Зәбур 45:4-айәттики бәзи қайил қиларлиқ сәвәпләргә диққәт қилип бақайли (оқуң). Әйса һәқиқәт, кәмтәрлик вә һәққанийлиқни сөйиду. Әгәр һәқиқәт вә һәққанийлиқни сөйсиңиз, Әйса Мәсиһниму сөйидиғанлиғиңизни көрүвелишқа болиду. Униң батурлуқ билән һәқиқәт вә һәққанийлиқни қандақ қоғдиғанлиғини ойлап көрүң (Йоһ. 18:37). У кәмтәрликни қандақ көрсәткән?

7. Әйсаниң кәмтәрлиги сизни немә қилишқа дәвәт қилиду?

7 Әйса өз үлгиси арқилиқ кәмтәрликни көрсәткән. Мәсилән, у барлиқ шан-шәрәпни өзигә әмәс, Атисиға мәнсүп екәнлигини һәрдайим тилға алған (Марк 10:17, 18; Йоһ. 5:19). Сизниң Әйсаниң кәмтәрлигигә болған көзқаришиңиз қандақ? Бу сизни Худаниң Оғлини сөйүшкә вә униңға әгишишкә дәвәт қилмамду? Әлвәттә, шундақ қилиду. Әйса немә үчүн кәмтәр? Чүнки униң Атиси кәмтәр. У Атисини сөйиду вә Уни үлгә қилиду (Зәб. 18:35; Ибр. 1:3). Әйса Йәһва Худаниң есил пәзиләтлирини мукәммәл әкс әттүргән, буни билиш сизни Әйсаға техиму йеқинлаштурмамду?

8. Падишайимиз Әйсани немә үчүн сөйимиз?

8 Биз Падишайимиз Әйса Мәсиһни сөйимиз. Чүнки у әң яхши һөкүмран. Йәһва Өзи Оғлини тәрбийиләп, уни һөкүмран қилип тәйинлиди (Йәшая 50:4, 5). Әйсаниң өзини җенини пида қилип, көрсәткән чоңқур муһәббити һәққидә ойлинип көрүң (Йоһ. 13:1). Әйса Падишайимиз болғачқа, у сөйүшиңизгә әң лайиқ. Әйса өзини һәқиқий сөйидиған достлириниң униң буйруқлириға бойсунидиғанлиғини ейтқан (Йоһ. 14:15; 15:14, 15). Униң дости болуш нәқәдәр зор шан-шәрәп!

9. Мәсиһ әгәшкүчилириниң чөмдүрүлүши Мәсиһниң чөмдүрүлүшигә қандақ охшап кетиду?

9 Әйсаниң буйруқлиридин бири — униң әгәшкүчилири чоқум судин чөмдүрүлүштин өтүши керәк (Мәт. 28:19, 20). У өзи үлгә қалдурған. Мәлум мәнада ейтқанда, униң чөмдүрүлүши бәзи җәһәтләрдин әгәшкүчилириниң чөмдүрүлүшидин пәриқлиқ ( «Әйсаниң чөмдүрүлүши билән шагиртлириниң чөмдүрүлүши арисида қандақ пәриқ бар?» дегән рамкиға қараң.). Амма бәзи җәһәттин һәм охшашлиғи бар. Әйса чөмдүрүлүп, Атисиниң ирадисини орунлаш үчүн өзини беғишлиғанлиғини көрсәткән (Ибр. 10:7). Худди шуниңға охшаш, Әйсаниң әгәшкүчилириму өзлирини Йәһва Худаға беғишлиғанлиғини көпчилик алдида көрситиш үчүн чөмдүрүлүштин өтиду. Әнди улар һаятида пүтүн диққитини өзиниң әмәс, бәлки Худаниң ирадисини орунлашқа мәркәзләштүриду. Улар өз Устазиниң үлгисигә әгишиду.

10. Немә үчүн Әйсаға болған муһәббәт сизни чөмдүрүлүшкә дәвәт қилиду?

10 Әйсаниң Йәһва Худаниң бирдинбир Оғли екәнлигигә ишәндиңизму? Уни Падишайимиз болушқа тәйинләнгәнлигини қобул қилдиңизму? Әйсаниң кәмтәрлик билән Атисини мукәммәл үлгә қилғанлиғиға ишинәмсиз? Ач қалғанларни тойғузуп, азап-оқубәт чәккәнләргә тәсәлли берип, һәтта кесәлләрни сақайтқанлиғини үгәндиңизму? (Мәт. 14:14—21). Бүгүнки күндә униң җамаәтни йетәкләватқанлиғиға көз йәткүздиңизму? (Мәт. 23:10). Униңдин башқа, пат йеқинда Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә техиму көп ишларни қилидиғанлиғиға ишинәмсиз? Әгәр мошу соалларға «һә» дәп җавап бәрсиңиз, Әйсаға болған сөйгүмизни уни үлгә қилиш арқилиқ көрситәләйсиз (Йоһ. 14:21). Буниң үчүн басидиған әң муһим қәдәм — өз һаятиңизни Йәһваға беғишлаш вә чөмдүрүштин өтүш.

ЙӘҺВА ХУДАҒА БОЛҒАН МУҺӘББӘТ

11. Чөмдүрүлүшниң әң муһим сәвәви немә? Немә үчүн шундақ дәймиз?

11 Чөмдүрүлүшиңизниң әң муһим сәвәви немә? Әйса Мәсиһ Худаниң буйруқлириниң арисидики әң муһим буйруқни көрситип шундақ дегән: «Йәһва Худани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң, пүтүн әқлиң һәм пүтүн күчүң билән сөйгин» (Марк 12:30). Бу сөзләр Худаға болған муһәббитиңизни тәсвирләп берәмду?

Йәһва сиз һузурлинип келиватқан вә келәчәктә һузурлинидиған барлиқ яхши нәрсиләрниң мәнбәси (12, 13-абзацларға қараң)

12. Немә үчүн Йәһвани сөйисиз? (Рәсимгиму қараң.)

12 Йәһвани сөйүш үчүн нурғун сәвәпләр бар. Мәсилән, сиз Униң һаятлиқниң мәнбәси екәнлигини вә Униң барлиқ яхши вә мукәммәл соғини бәргүчи екәнлигини чүшинип йәттиңиз (Зәб. 36:9; Яқуп 1:17). Сиз һузурлиниватқан барлиқ яхши нәрсиләр сехий вә көйүмчан Худайимиздин келиду.

13. Немә үчүн төләм әң есил соға?

13 Төләм — Яратқучи Йәһва бизгә бәргән әң есил соға. Немә үчүн бундақ дейәләймиз? Йәһва билән Униң Оғли арисидики йеқин достлуқ мунасивәт һәққидә ойлап көрүң. Әйса «Атам мени сөйиду» вә «мән Атамни сөйимән» дегән (Йоһ. 10:17; 14:31). Миллиардларчә жиллар давамида улар оттурисидики меһир-муһәббәт ришти техиму күчәйгән (Пәнд н. 8:22, 23, 30). Ойлап беқиң, Оғлиниң азап-оқубәт чекип өлүшигә йол қоюш үчүн Худа қанчилик азапланғанду-һә! Йәһва инсанийәтни сөйиду. Әлвәттә, бу сизниму өз ичигә алиду. У сөйүмлүк Оғлини сиз вә башқиларниң үчүн қурбанлиққа беришни халиған (Йоһ. 3:16; Гал. 2:20). Худани сөйүшниң буниңдинму артуғирақ сәвәви йоқ.

14. Һаятиңизда сиз чиқиралайдиған әң муһим қарар немә?

14 Йәһва тоғрисида техиму көпирәк билим алғансири, Униңға болған муһәббитиңиз техиму ашти. Шәк-шүбһисизки, һазир вә мәңгү Униңға йеқинлишишни халайсиз вә чоқум шундақ қилалайсиз. У меһрибанлиқ билән сизни Униң көңлини хурсән қилишқа илһамландуриду (Пәнд н. 23:15, 16). Буни пәқәт сөзүңиз билән әмәс, иш-һәрикитиңиз арқилиқму қилалайсиз. Һаят кәчүрүш усулиңиз Йәһва Худани һәқиқәтән сөйидиғанлиғиңизни көрситип бериду (Йоһ. 1-х. 5:3). Униң ирадисигә мас һаят кәчүрүшни таллаң. Бу сиз чиқиралайдиған әң муһим қарар!

15. Йәһваға болған муһәббитиңизни қандақ ипадиләләйсиз?

15 Йәһваға болған муһәббитиңизни қандақ ипадиләләйсиз? Алди билән бирдинбир һәқ Худаға өзүңизни беғишлаш һәққидә дуа қилиң (Зәб. 40:8). Андин кейин, чөмдүрүлүш арқилиқ өзүңизни беғишлиғанлиғиңизни көпчиликкә көрситәләйсиз. Бу мақалидә сәл илгири муһакимә қилғинимиздәк, бу биз үчүн интайин хошаллинарлиқ бир қәдәм, йәни һаятимизниң бурулуш нухтиси. Сиз өзүңиз үчүн әмәс, бәлки Йәһва үчүн йеңи һаятиңизни башлайсиз (Рим. 14:8; Пет. 1-х. 4:1, 2). Бу ташлаш зөрүр болған чоң бир қәдәмдәк көриниду вә әмәлийәттиму шундақ. Амма у әң яхши һаятлиқ йолини ачиду. Қандақ?

16. Зәбур 41:12-айәттә көрситилгәндәк, һаятини Йәһваға хизмәт қилишқа беғишлиғанларни У қандақ мукапатлайду?

16 Йәһва — әң сехий Худадур. Униңға немә беришиңиздин қәтъийнәзәр, У һемишә сизгә техиму көпирәк қайтуруп бериду (Марк 10:29, 30). У сизгә әң әһмийәтлик, бәрикәтлик вә қанаәтлинәрлик һаятни бериду. Һәтта йоқилиш алдида туруватқан бу рәзил дуниядиму шундақ. Бу пәқәт башлиниши халас. Чөмдүрүлүш билән башланған бу һаят сәпириңизниң ахирлишиши йоқ. Көйүмчан Атиңизға мәңгү хизмәт қилалайсиз. Атиңиз билән араңларда болған муһәббитиңлар давамлиқ күчийиду. У мәңгү һаят Худа, сизму мәңгү яшайсиз (Зәбур 41:12ни оқуң).

17. Сиз Йәһваға немини берәләйсиз?

17 Өзүңизни беғишлаш вә чөмдүрүлүш қәдәмләрни басқиниңизда, асмандики Атиңизға һәқиқий қиммәтбаһа нәрсини бериш имтиязиға еришисиз. Һаятимизда бизгә хошаллиқ беридиған барчә нәрсиләр Йәһва Худадин кәлгән. У асман вә зиминдики барлиқ мәвҗудатларниң Яратқучи Егиси болсиму, сиз Униңға берәләйдиған бир нәрсә бар. Өзүңиз халап һаятиңизни Йәһваға беғишлаш вә суға чөмдүрүлүш Униңға берәләйдиған әң қиммәтбаһа соғидур (Аюп 1:8; 41:11; Пәнд н. 27:11). Йәһваға хизмәт қилиш — әң яхши һаят кәчүрүш йоли. Шәк-шүбһисизки, Худаға болған муһәббитиңиз, чөмдүрүлүшни қарар қилишиңизниң әң яхши сәвәвидур.

ЧӨМДҮРҮЛҮШКӘ ТӘЙЯР БОЛДИҢИЗМУ?

18. Өзүңиздин қандақ соалларни сорап көрсиңиз болиду?

18 Ундақта, «сиз чөмдүрүлмәкчиму?» дегән соалға қандақ җавап берисиз? Бу соалға пәқәт өзүңизла җавап берәләйсиз. Амма өзүңиздин «Мән тәйяр болдумму?» дәп сорисиңиз, бу сизгә ярдими бериду (Әлч. 8:36). Биз жуқурида өрүп чиққан үч сәвәпни әстә сақлаң. Биринчи, һәқиқәтни вә һәққанийлиқни сөйисиз. Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Мән һәммә инсанлар раст гәп қилип тоғра иш қилидиған күнни көрүшни халаймәнму?» Иккинчи, Әйса Мәсиһни сөйисиз. Өзүңиздин шундақ сорап көрүң: «Мән Худаниң Оғлини Падишайим дәп қобул қилишни вә униң үлгисигә әгишишни халаймәнму?» Үчинчи, Йәһва Худани сөйисиз. Өзүңиздин шундақ сорап көрүң: «Мән Худаға хизмәт қилиш арқилиқ Униң көңлини хурсән қилишни халаймәнму?» Әгәр бу соалларға бәргән җаваплириңиз «һә» болса, ундақта немә үчүн чөмдүрүлмәйсиз? Немини күтүватисиз? (Әлч. 16:33)

19. Немә үчүн чөмдүрүлүштин иккиләнмәслигимиз керәк? Бир мисал кәлтүрүң (Йоһ. 4:34).

19 Әгәр чөмдүрүлүштин иккилинип туруватқан болсиңиз, Әйсаниң бир тәмсилини ойлап көрүң (Йоһан 4:34ни оқуң). Диққәт қилсиңиз, Әйса Атисиниң ирадисини тамақ билән селиштурған еди. Немә үчүн? Чүнки тамақ биз үчүн пайдилиқ. Әйса Мәсиһ Йәһва Худа биздин тәләп қилған ишларниң һәммисиниң биз үчүн пайдилиқ екәнлигини билгән. Йәһва бизниң зиян-зәһмәткә учрайдиған һәрқандақ ишни қилишимизни халимайду. Йәһва сизниң чөмдүрүлүшиңизни халамду? Әлвәттә! (Әлч. 2:38) Ундақта, сиз чөмдүрүлүш буйруғиға бойсунушниң сиз үчүн пайдилиқ екәнлигигә ишәнсиңиз болиду. Әгәр қилчә иккиләнмәй әң яхши тамақтин һузурлансиңиз, немә үчүн иккиләнмәй чөмдүрүлүшни қобул қилмайсиз?

20. Кейинки мақалидә қайси соалға җавап тапимиз?

20 Немә үчүн бәзиләр күтүп туриду? Нурғун кишиләр «Мән техи тәйяр әмәс» дәп җавап бериши мүмкин. Әмәлийәттә болса, өзүңизни Йәһваға беғишлап чөмдүрүлүшни қарар қилиш һаятиңиздики чиқиридиған әң муһим қарар. Шуңа, буниң үчүн тәйярлиқ қилишқа вақит кетиду. Әстаидил ойлиниш вә тиришчанлиқ көрситишкә тоғра келиду. Әгәр чөмдүрүлүшни чин арзу қилсиңиз, һазир өзүңизни тәйярлаш үчүн немә қилалайсиз? Кейинки мақалидә бу соалға җавап тапимиз.

27-НАХША Йәһва тәрәптә туруңлар

a Чөмдүрүлүш Муқәддәс китапни үгиниватқан һәрбир киши үчүн интайин муһим бир қәдәм. Үгиниватқан кишини бу қәдәмни бесишқа немә дәвәт қилалайду? Аддий бир сөз билән ейтқанда, муһәббәт. Немигә вә кимгә болған муһәббәт? Бу мақалидә мошу соалға җавап тепип, чөмдүрүлгән Мәсиһ әгәшкүчилири сүпитидә һаят кәчүрүш үчүн немә қилишимиз зөрүрлигини муһакимә қилимиз.