Оқурмәнләрниң соаллири
Немә үчүн паланчи дәп тилға елинған киши Рутқа өйләнсә, өз мирасини вәйран қилатти? (Рут 4:1, 6)
Муқәддәс китап заманида өйләнгән әр киши әвлат қалдурмай өлүп кәтсә, униң зиминиға ким варислиқ қилған? Униң аилисиниң нами мәңгү өчүп кәткәнму? Мошуниңдәк соаллар пәйда болған вә бу мәсилиләр Тәврат қануни бойичә һәл қилинған.
Вапат болған кишиниң йәр-зимини униң қериндиши яки йеқин туққиниға мирас қалатти. Әгәр әр киши намратлишип, зиминини сетишқа мәҗбур болса, қериндиши яки йеқин туққини уни қайта сетивелиш пурситигә егә болған. Шундақ болғанда, йәр-зимини йәнила шу аилигә тәвә болуп қалатти (Лав. 25:23—28; Сан. 27:8—11).
Өлүп кәткән кишиниң җәмәт нами қандақ сақланған? Рутниң вәзийитидә болғандәк, йолдиши вапат болса, аяли униң акиси яки инисиға турмушқа чиқиши керәк еди. Шундақ қилип, униңдин туғулған әвлат әшу өлүп кәткән кишиниң әвлади болуп һесаплинатти вә аилә мираси униңға қалатти. Бу чарә тул аялларғиму ғәмхорлуқ қилиш үчүн орунлаштурулған (Қ. шәр. 25:5—7; Мәт. 22:23—28).
Наоминиң мисалини алайли. У Елимеләк исимлиқ кишигә турмушқа чиққан еди. Йолдиши вә икки оғли өлүп кәткәндә, Наомиға ғәмхорлуқ қилидиған әр киши болмиған (Рут 1:1—5). Шундақ қилип, Наоми келини Рут билән Йәһудаға қайтқан. Кейин у Елимеләкниң йеқин туққини болған Боаз исимлиқ кишигә Рутни әвәтип, Елимеләкниң йәр-зиминини сетивелип, туққан сүпитидә борчини орунлашни өтүнгән (Рут 2:1, 19, 20; 3:1—4). Бирақ Боаз униңдинму йеқин туққан барлиғини ейтқан еди. Демәк, биринчи новәттә әшу йеқин туққини өз борчини орунлиши керәк еди (Рут 3:9, 12, 13).
Шу паланчи киши борчини орунлашқа тәйяр болған еди (Рут 4:1—4). Гәрчә, Елимеләкниң йәр-зиминини сетивелиш үчүн пул хәшләшкә тоғра кәлсиму, паланчи Наоми қерип қалғачқа, пәрзәнтлик болалмайдиғанлиғини биләтти. Шуңа, у Елимеләкниң мираси өз җәмәтигә өтидиған болди дәп қариған еди.
Бирақ паланчи зиминни қайтуруп сетивалса, Рутқа өйлиниши керәклигини билгәндә, ой-пикрини дәрхал өзгәрткән. У мундақ дегән: «Мән өзәмгә бу мәҗбурийәтни, өзәмниң мирасимни жүтирип қалмаслиқ үчүн, қобул қилалмаймән» (Рут 4:5, 6). У немә үчүн шундақ дегән?
Паланчи яки башқа бири Рутқа өйлинидиған болса, униңдин туғулған оғул Елимеләкниң мирасиға варис болатти. Бирақ қандақларчә у «мирасини жүтирип қоятти»? Муқәддәс китапта бу тоғрилиқ йезилмиған, лекин буниңға бирнәччә вәзийәтләр сәвәп болуши мүмкин еди.
Биринчидин, паланчи Елимеләкниң йерини қайтуруп сетивелиш үчүн хәшлигән пули йоқ болуп кетәтти, чүнки сетивалған бу йәр ахирида Рутниң балисиға тәвә болатти.
Иккинчидин, у Наомиға вә Рутқа ғәмхорлуқ қилиши керәк еди.
Үчинчидин, Руттин туғулған балиларму, өзиниң башқа балилириму паланчиниң мирасхор болуши керәк еди.
Төртинчидин, паланчиниң өз балилири болмиған болса, Рутниң балисида Елимеләкниңму, паланчиниңму йәр-зиминиға варислиқ қилиш һоқуқи болатти. Шундақ қилип, паланчиниң йәр-зимини өзиниң әмәс, Елимеләкниң җәмәт намини давамлаштурған оғулға тәвә болатти. Демәк, у «өзүмниң мирасимни жүтирип қелишим мүмкин» дегән ой билән Наомиға ярдәм беришни халимиған. Шуңа, йәрни сетивелиш һоқуқи бар йәнә бир кишигә, йәни Боазға мәсъулийәтни өз үстигә елиш борчини өткүзүп бәргән. Боаз «өлгәнниң исми бурадәрлири арисида, униң вәтинидә, қелиши үчүн» туққан сүпитидә өз борчини орунлиған (Рут 4:10).
Ениқки, паланчи өзиниң җәмәт нами вә мирасини сақлашқа көпирәк көңүл бөлгән. Амма намимни сақлаймән дәп, әксинчә исми тарихтин өчүрүлүп кәткән. Униңдин башқа, у интайин чоң шан-шәрәптин айрилип қалған еди. Боаз болса, әшу чоң шан-шәрәпкә егә болған. Униң исми Мәсиһниң ата-бовилириниң нәсәпнамә тизимлигидин орун алған. Паланчи пәқәт өзинила ойлиған вә муһтаҗлиқта қалған кишигә ярдәм бериш пурситини қолдин берип қойған. Униң һаяти нәқәдәр әпсусинарлиқ ахирлашқан-һә! (Мәт. 1:5; Луқа 3:23, 32)