14-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
«Силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду»
«Бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду» (ЙОҺ. 13:35).
3-НАХША «Худа Өзи меһир-муһәббәттур»
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Қизиқиш көрситидиған кишиләр жиғилишлиримизға қатнашқанда, уларға немә чоңқур тәсир қилиду? (Рәсимгиму қараң.)
БИРИНЧИ қетим Йәһва гувачилириниң ибадәт жиғилишиға қатнашқан бир җүп әр-аялни тәсәввур қилип көрүң. Улар қериндашларниң достанә муамилидә болуп, бир-биригә сөйгү-муһәббәтни көрсәткәнлигидин интайин тәсирләнди. Жиғилиштин кейин өйгә қайтиш йолида, аяли еригә мундақ дәйду: «Бу кишиләр мән учратқан башқа кишиләрдин пәриқлиқ. Уларниң арисида өзүмни хошал һис қилдим».
2. Немә үчүн бәзиләр Йәһваға хизмәт қилишни тохтитиду?
2 Йәһва гувачилириниң җамаитидикиләр арисида болған сөйгү-муһәббәт һәқиқәтән кишиләрни өзигә җәлип қилиду. Йәһва гувачилири намукәммәл кишиләр (Йоһ. 1-х. 1:8). Шуңа, биз җамаәттики кишиләр билән тонушқансири, уларниң бәзи камчилиқ тәрәплирини көрүшимиз мүмкин (Рим. 3:23). Әпсуслинарлиғи шуки, башқиларниң камчилиғи сәвәплик бәзиләр Йәһваға хизмәт қилишни тохтитиду.
3. Һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилирини немидин тонулиду? (Йоһан 13:34, 35)
3 Бу мақалиниң асасий мавзу айитигә қараң (Йоһан 13:34, 35ни оқуң). Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилириниң көзгә көрүнәрлик алаһидилиги немә? У мукәммәллик әмәс, сөйгү-муһәббәт. Диққәт қилсиңиз, Әйса: «Силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни силәр тонуйсиләр»,— демигән. Әксичә у: «Силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду»,— дегән. Әйсаниң мошу сөзлири пәқәт униң әгәшкүчилири әмәс, бәлки җамаәтниң сиртидики кишиләрму улар арисида шәхсийәтчиликтин хали сөйгү-муһәббәт болғинидин уларниң һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилири екәнлигини тонуп йетидиғанлиғини көрсәткән.
4. Бәзиләр һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилири һәққидә немиләрни билишни халайду?
4 Йәһва гувачилири болмиған бәзи кишиләр мундақ ойлиши мүмкин: «Сөйгү-муһәббәт Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилирини тонушимизға қандақ ярдәм бериду? Әйса әлчилиригә сөйгү-муһәббитини қандақ көрсәткән? Бүгүнки күндә Әйсани қандақ үлгә қилишқа болиду?» Гувачилар бу соалларниң җавави үстидә чоңқур ойлиниду. Бу болупму, башқиларниң камчилиғини көргәндә, уларға сөйгү-муһәббәт билән муамилә қилишимизға ярдәм бериду (Әфәс. 5:2).
ҺӘҚИҚИЙ МУҺӘББӘТ ӘЙСАНИҢ ҺӘҚИҚИЙ ӘГӘШКҮЧИЛИРИНИҢ БИРДИНБИР БӘЛГҮСИ
5. Йоһан 15:12, 13-айәтләрдики Әйсаниң сөзлирини чүшәндүрүң.
5 Әйса алаһидә муһәббәтниң өз әгәшкүчилирини тонутидиған бәлгү екәнлигини ениқ көрсәткән (Йоһан 15:12, 13ни оқуң). Әйсаниң уларға немә қилишни буйриғанлиғиға қарап бақайли. «Мән силәрни қандақ сөйгән болсам, силәрму бир-бириңларни шундақ сөйүңлар». У немә демәкчи болған? Әйса чүшәндүргәндәк, бу Мәсиһ әгәшкүчиси өзини пида қилидиған сөйгү, йәни керәк болса, һәтта қериндиши үчүн өз җенини пида қилишқа үндәйдиған сөйгү-муһәббәттур b.
6. Худаниң Сөзи сөйгү-муһәббәтниң муһимлиғини қандақ тәкитләйду?
6 Худа Сөзидә сөйгү-муһәббәтниң интайин муһимлиғи тәкитләнгән. Нурғун кишиләр төвәндики айәтләрни яхши көриду: «Худа Өзи меһир-муһәббәттур» (Йоһ. 1-х. 4:8). «Өз йениңдики кишини өзәңдәк сөйгүн» (Мәт. 22:39). «Меһир-муһәббәт көплигән гуналарни япиду» (Пет. 1-х. 4:8). «Меһир-муһәббәт һечқачан түгимәйду» (Кор. 1-х. 13:8). Мошу вә башқа айәтләр башқиларға гөзәл пәзиләтләрни йетилдүрүш вә уни нәмаян қилишниң нәқәдәр муһимлиғини ениқ көрситип бериду.
7. Немә үчүн Шәйтан инсанларни бир-биригә сөйгү-муһәббәт көрситишкә вә өз ара инақ өтүшкә үгитәлмәйду?
7 Нурғун кишиләр мундақ сорайду: «Һәқиқий динни қандақ ениқлашқа болиду? Барчә динлар өзлириниң һәқиқәтни үгитидиғанлиғини ейтиду, бирақ һәрбири Худа һәққидә охшимайдиған тәлимләрни үгитиду». Шәйтан нурғунлиған сахта диний тәшкилатларни барлиққа кәлтүрүп, кишиләрни қаймуқтуривәткән. Амма у һәргизму бир-биригә сөйгү-муһәббәт көрситидиған Мәсиһ әгәшкүчилириниң хәлиқаралиқ қериндашлиқ риштини орниталмайду. Пәқәт Йәһва Худа шундақ қилалайду. Биз билимизки, сөйгү-муһәббәтниң мәнбәси — Йәһвадур. Пәқәт Йәһваниң роһиға вә Униң бәрикитигә еришкәнләр бир-биригә һәқиқий сөйгү-муһәббәт көрситәләйду (Йоһ. 1-х. 4:7). Шуңа, Әйсаниң пәқәт өз әгәшкүчилири бир-биригә һәқиқий сөйгү-муһәббәт көрситидиғанлиғини ейтқанлиғи һәҗәплинәрлик әмәс.
8, 9. Йәһва гувачилириниң арисидики сөйгү-муһәббәт нурғун кишиләргә қандақ тәсир қилған?
8 Әйса алдин ейтқандәк, нурғун кишиләр униң һәқиқий әгәшкүчилирини бир-биригә көрсәткән һәқиқий сөйгү-муһәббәттин тонуп келиватиду. Мәсилән, Иен исимлиқ бир бурадәр өзиниң өйигә йеқин бир стадионда өткүзүлгән конгрессқа қатнашқан вақтини әслигән. У бирнәччә ай бурун стадионда бир мусабиқә өткүзүлгәндә шу йәргә кәлгән еди. У мундақ дәйду: «Бу қетим шу йәргә кәлгинимдә, һәммә нәрсә пәриқлиқ еди. Гувачилар әдәплик вә чирайлиқ кийингән. Балилириму әдәп-әхлақлиқ еди. Һәммидин муһими, бу кишиләрдә мәмнунлуқ вә тинч-хатирҗәмлик туйғуси бар еди. Мән бу муһитни интайин яқтурдум. Чүнки һаятимда шундақ һис-туйғу кәлмиди. Шу күни қандақ нутуқлар болғанлиғи есимдә йоқ. Амма Гувачиларниң жүрүш-туруши маңа унтулғусиз тәсират қалдурған» c. Мундақ жүрүш-туруш, әлвәттә, бир-биримизгә болған һәқиқий муһәббәтниң нәтиҗисидур. Биз қериндашлиримизни яхши көргәчкә, уларға меһрибанлиқ вә һөрмәт билән муамилә қилимиз.
9 Джон исимлиқ бир бурадәр җамаәт жиғилишлириға қатнишишқа башлиғанда, шуниңға охшаш һис-туйғуни баштин кәчүргән. У мундақ дәйду: «Достанә муамилә маңа қаттиқ тәсир қилди. У йәрдики кишиләрниң һәммиси мукәммәлдәк көрүнгән. Уларниң һәқиқий муһәббити мени һәқ динни тапқинимға қайил қилди d». Булар вә башқа нурғун кәчүрмишләр Йәһва хәлқиниң һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилири екәнлигини көрситиду.
10. Болупму қандақ вақитларда Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас сөйгү-муһәббәтни нәмаян қилиш пурситимиз болиду? (Изаһәткиму қараң.)
10 Мақалиниң бешида көрүп өткүнимиздәк, етиқатчи қериндашларниң һечқайсиси мукәммәл әмәс. Бәзи вақитларда улар бизни рәнҗитип қоюдиған сөзләрни яки ишларни қилиду e (Яқуп 3:2). Бундақ вәзийәтләрдә Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас сөйгү-муһәббитимизни нәмаян қилишқа пурситимиз болиду. Шундақ вақитларда Әйсаниң көрсәткән үлгисидин немиләрни үгинәләймиз? (Йоһ. 13:15).
ӘЙСА ӨЗ ӘЛЧИЛИРИГӘ СӨЙГҮ-МУҺӘББИТИНИ ҚАНДАҚ КӨРСӘТКӘН?
11. Яқуп билән Йоһан қандақ яман миҗәз-хулуқни көрсәткән? (Рәсимгиму қараң.)
11 Әйса өз әгәшкүчилиридин мукәммәл болушни тәләп қилмиған. Әксичә, уларниң йеқимсиз миҗәз-хулуқлирини түзитишигә меһрибанлиқ билән ярдәм бәргән. Шундақ қилип улар Йәһваниң көңлини хурсән қилалиған. Бир қетим униң икки әлчиси Яқуп билән Йоһан өз анисини әвәтип, Әйсадин Падишалиқта муһим орунларни беришини өтүнгән (Мәт. 20:20, 21). Бу һәрикити билән Яқуп вә Йоһан өзлириниң тәкәббур вә өзлирини башқилардин жуқури қоюшни халайдиғанлиғини көрсәткән (Пәнд н. 16:18).
12. Пәқәт Яқуп билән Йоһан начар миҗәз-хулуқни көрсәткәнму? Чүшәндүрүң.
12 Әшу пәйттә начар миҗәз-хулуқни нәмаян қилғанлар пәқәт Яқуп билән Йоһан әмәс еди. Башқа әлчиләр уларниң һәрикәтлиригә қандақ инкас қайтурғанлиғиға диққәт қилип бақайли: «Башқа он шагирт буни аңлап, ака-укиға ғәзәплинип кәтти» (Мәт. 20:24). Яқуп, Йоһан вә башқа әлчиләрниң ғәзәплинип, таллаш-тартиш қилғанлиғини тәсәввур қилсақ болиду. Башқилар мундақ дегән болуши мүмкин: «Өзүңларни ким чағлап қалдиңлар? Силәр өзүңларни биздин яхширақ демәкчимусиләр? Шуңа өзүңларчә биздин жуқури мәртивә орнини соридиңлар. Пәқәт силәр Әйса билән җапалиқ хизмәт қилмидиңлар. Бизму алаһидә имтиязға еришишкә лайиқ». Мәйли улар немә ойлиған яки сөзлигән болсун, әшу вәзийәттә улар бир-биригә һемишәм сөйгү-муһәббәт вә меһрибанлиқ көрситиши керәклигини унтуған.
13. Әйса өз әлчилириниң камчилиғиға қандақ инкас қайтурған? (Мәтта 20:25—28)
13 Мошу әһвалда Әйса немә қилған? У аччиқланмиған. У һемишәм бир-биригә сөйгү-муһәббәт билән муамилә қилидиған, улардин техиму кәмтәр кишиләр арисидин яхширақ әлчиләрни издәйдиғанлиғини ейтмиған. Әксинчә, сәвирчан болуп, әшу сәмимий шагиртлири билән сөһбәтләшкән (Мәтта 20:25—28ни оқуң). Гәрчә әлчиләрниң ичидә ким әң улуқ екәнлиги тоғрисидики таллаш-тартиш давамлишип турған болсиму, Әйса һемишәм әлчилиригә меһрибанлиқ билән муамилә қилған (Марк 9:34; Луқа 22:24).
14. Әйсаниң әлчилири қандақ муһитта чоң болған?
14 Ениқки, Әйса әлчиләрниң чоң болған мәдәнийәтниң яман тәсиригә учриғанлиғини әстин чиқармиған (Йоһ. 2:24, 25). Улар диний рәһбәрләр нам-аброй вә мәртивә орниға алаһидә әһмийәт беридиған бир муһитта чоң болған еди (Мәт. 23:6). Шу заманда йәһудий диний рәһбәрләр өзлирини башқилардин яхширақ дәп ойлатти f (Луқа 18:9—12). Әйса ундақ муһит әлчиләрниң вә башқиларниң көзқаришиға тәсир көрситидиғанлиғини чүшәнгән (Пәнд н. 19:11). У өз шагиртлиридин һәргизму хаталиқ өткүзмәсликни тәләп қилмиған. Әксичә улар хаталиқ өткүзгәндә, уларға сәвирчанлиқ билән муамилә қилған. Әйса уларниң көңли яхши кишиләр екәнлигини биләтти. Шуңа, у сәвирчанлиқ билән уларни мәғрурлуқ вә өзини чоң тутуштәк яман илләтләрни ташлап, техиму кәмтәр болушқа вә башқиларға сөйгү-муһәббәт көрситишкә үгәткән.
БИЗ ӘЙСАНИ ҚАНДАҚ ҮЛГӘ ҚИЛАЛАЙМИЗ?
15. Яқуп вә Йоһанға мунасивәтлик вақиәдин немиләрни үгинәләймиз?
15 Биз Яқуп билән Йоһанға мунасивәтлик әшу вақиәдин нурғун нәрсиләрни үгинәләймиз. Уларниң Падишалиқта жуқури мәртивә орнини сориши хата еди. Амма башқа әлчиләрму хаталиқ өткүзгән. Улар инақ-иттипақлиқни сақлашқа һәрикәт қилмиған. Бирақ Әйса он икки әлчисигә меһрибанлиқ вә меһир-муһәббәт билән муамилә қилған. Буниңдин немини үгинәләймиз? Пәқәт башқиларниң немә қилишила әмәс, бәлки уларниң хаталиғи яки камчилиғиға қандақ инкас қайтурушимизму интайин муһим. Шундақ қилишимизға немә ярдәм бериду? Бир қериндишимизға хапа болғанда, өз-өзүмиздин монуларни сорап көрсәк болиду: «Униң қилғанлири немишкә мени шунчә хапа қилиду? Бу мениң өзгәртишкә тегишлик начар миҗәз-хулқум барлиғини көрситәмду? Көңлүмни ағритқан киши мәлум бир қийинчилиққа дуч кәлгәнмиду? Гәрчә аччиқлинишқа һәқлиқ болсамму, мән меһир-муһәббәт көрситип, уни кәчүрүветишкә тәйярму?» Башқиларға сөйгү-муһәббәт билән муамилә қилғансири, Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири екәнлигимизни техиму көпирәк испатлаймиз.
16. Әйсаниң үлгисидин йәнә немиләрни үгинәләймиз?
16 Әйсаниң үлгиси йәнә бизгә қериндашлиримизни чүшинишкә тиришишни үгитиду (Пәнд н. 20:5). У башқиларниң жүригидә немә барлиғини биләләйду. Биз биләлмәймиз. Амма қериндашлиримиз бизни рәнҗиткәндә, уларға сәвирчанлиқ көрситәләймиз (Әфәс. 4:1, 2; Пет. 1-х. 3:8). Әгәр уларниң мәдәнийәт арқа көрүнүшини билсәк, шундақ қилиш техиму асанирақ болиду. Бир мисални көрүп бақайли.
17. Районға җавапкар ақсақал башқа бир қериндашни яхширақ тонушниң қандақ пайдисини көргән?
17 Шәрқий Африкида җамаәтләрни зиярәт қилидиған бир ақсақал бир бурадәрни миҗәзи қопал киши дәп қариғанлиғини әсләйду. Әшу районға җавапкар ақсақал немә иш қилған? У мундақ дәйду: «Бу бурадәрдин өзүмни қачурушниң орниға, уни техиму яхширақ тонушни қарар қилдим». Шундақ қилиш арқилиқ ақсақал әшу бурадәрниң миҗәз-хулқиға тәсир қилған бәзи нәрсиләрни билгән. У сөзини давамлаштуруп мундақ дәйду: «Мән шу бурадәрниң башқилар билән чиқишип өтүшни халайдиғанлиғини вә аллиқачан нурғун өзгәртишләрни қилғанлиғи, амма шундақ қилиш униң үчүн қанчилик қийин болғанлиғини билгәндә, униңға болған һөрмитим ашти. Биз йеқин дост болуп кәттуқ». Етиқатчи қериндашлиримизни чүшинишкә тиришсақ, уларға һемишәм сөйгү-муһәббитимизни көрситиш асанирақ болиду.
18. Әгәр бир қериндишимизға рәнҗигән болсақ, өзүмиздин қандақ соалларни сорап көрсәк болиду? (Пәнд-нәсиһәтләр 26:20)
18 Бәзидә бизни рәнҗитип қойған қериндаш билән сөзлишишимиз керәк дәп қаришимиз мүмкин. Амма авал өз-өзүмиздин мундақ соалларни сорап көрсәк яхши: «Мән йүз бәргән ишни толуқ чүшинимәнму?» (Пәнд н. 18:13) «У қәстән шундақ қилмиған болсичу?» (Вәз 7:20) «Мәнму илгири шундақ хаталиқни садир қилғанму?» (Вәз 7:21, 22) «Униң билән мошу тоғрисида параңлашсам, түгмидәк иш түгидәк йоған болуп кетәмду»? (Пәнд-нәсиһәтләр 26:20ни оқуң) Мошу соаллар үстидә ойлансақ, сөйгү-муһәббәт бизни йүз бәргән ишларни давамлиқ хиял қилишни тохтитишқа үндиши мүмкин.
19. Немә қилишқа қәтъий бәл бағлидиңиз?
19 Йәһва гувачилири бир-биригә сөйгү-муһәббәт көрситиш арқилиқ Әйсаниң һәқиқий шагиртлири екәнлигини испатлимақта. Қериндашлиримизниң камчилиқлириға қаримай, уларға шәхсийәтчиликтин хали сөйгү-муһәббитимизни көрсәткинимиздә, Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчиси екәнлигимизни испатлаймиз. Шундақ қилип, башқиларниң һәқиқий динни тонушиға вә сөйгү-муһәббәтниң мәнбәси Йәһва Худаға биз билән бирликтә ибадәт қилишиға ярдәм берәләймиз. Һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчиси екәнлигимизни тонутидиған сөйгү-муһәббәтни давамлиқ көрситишкә бәл бағлайли.
25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси
a Нурғун кишиләр аримиздики сөйгү-муһәббәтни көрүп, Йәһва Худа вә Униң Сөзи һәққидә үгинишкә қизиққан. Амма биз намукәммәл, бәзидә етиқатчи қериндашлиримизға сөйгү-муһәббәт көрситиш анчә асанға тохтимайду. Һазир немә үчүн сөйгү-муһәббәт шунчә муһим вә башқилар хаталиқ өткүзгәндә, Әйсани үлгә қилип немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
b «Келип, мениң шагиртим болғин» намлиқ китапниң 17-бапниң 10, 11-абзациға қараң.
c «Күзитиш мунари» 2012-жил, 1-ноябрь сани, 13, 14-бәтлиридики «Ахири мәналиқ һаят кәчүрдүм!» (рус) намлиқ мақалигә қараң.
d «Күзитиш мунари» 2012-жил, 1-май сани, 18, 19-бәтлиридики «Утуқ қазандим дәп ойлиған едим» (рус) намлиқ мақалигә қараң.
e Бу мақалидә Коринтлиқларға 1-хәт 6:9, 10-айәтләрдә тилға елинған ақсақаллар бир тәрәп қилиши керәк болған еғир гуналар һәққидә муһакимә қилинмайду.
f Қедимқи йәһудийларниң бир язмилирида бир рәббай (йәһудий дин рәһбири) шундақ сөзләрни қилған: «Дунияда Ибраһимға охшаш һәққаний адәмдин аз дегәндә оттузи бар. Әгәр оттузи болса, иккиси оғлум билән мән. Они болса, иккиси оғлум билән мән. Әгәр бәши болса, иккиси оғлум билән мән. Әгәр иккиси болса, улар оғлум билән мән. Әгәр пәқәт бирила болса, у мән».