Тәтқиқ қилиш усуллири
«Йеңидин чиққан нәширләр» сәһиписидин үнүмлүк пайдилиниш
«JW Library®» программиси вә jw.org торбетидики «Йеңидин чиққан нәширләр» сәһиписидә йеңи материаллар бар. Йеңилиқларни билип туруш үчүн бу сәһипидин қандақ пайдилиналайсиз?
«JW Library» программисида
Йеңи бир мақалә чиқса, у қайси мақалиләр сәһиписигә тәвә болса, шу сәһипиниң нами астиға чиқиду. Демәк, «Йеңидин чиққан нәширләр» дегән йәрдә бир мақалә чиқса, әшу бир қатар мақалиләрниң әң йеңисини тордин көчүривалсиңиз болиду. Андин кейин нәшир қилинған вақти бойичә тизимликтә әң үстидә турған йеңи мақалини оқалайсиз.
Журнални яки башқа һәҗими чоң китапни бир олтирипла оқуп түгитәлмәйсиз. Шу сәвәптин, техи оқуп түгәтмигән нәширләрни асан тепиш үчүн, «Талланғанлар» (русчә «Избранное») дегән бөлүмгә қошсиңиз болиду. Оқуп болғандин кейин, уни «Талланғанлардин» өчүрүп ташлалайсиз.
JW.ORG торбетидә
Бәзи йеңилиқлар вә хәвәрләр «JW Library» программисида әмәс, пәқәт jw.org торбетидә чиқиду. Шуңа, торбәттики «Йеңидин чиққан нәширләрдә» сәһиписини тәкшүрүп турушни унтумаң.