25-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Ақсақаллар, Гидеондин үлгә елиңлар
«Гидеон... тоғрисида ейтишқа вақит йәтмәйду» (ИБР. 11:32).
18-НАХША Худаниң чин муһәббити
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Петрусниң 1-хети 5:2-айәткә асасланғанда, ақсақаллар қандақ муһим хизмәтни қилиду?
ҖАМАӘТТИКИ ақсақаллар Йәһваниң қиммәтлик қойлириға ғәмхорлуқ қилиши керәк. Бу садақәтмән әр кишиләр Йәһва Худа уларға ишәнгәнлиги үчүн миннәтдар. Улар падичилар сүпитидә тәр төкүп хизмәт қилиду (Йәр. 23:4; Петрусниң 1-хети 5:2ни оқуң). Җамаитимиздә шундақ кишиләрниң болғини үчүн һәқиқәтән миннәтдармиз!
2. Бәзи ақсақаллар қандақ синақларға дуч келиши мүмкин?
2 Өз мәсъулийитини ада қилишта ақсақаллар көплигән қийинчилиқларға дуч келиду. Уларниң бири — җамаәткә ғәмхорлуқ қилиш үчүн җапалиқ хизмәт қилиш керәк. Америкидики Тони исимлиқ бир ақсақал вәзипини қобул қилишқа тоғра кәлгәндә, кәмтәр болушни үгиниши керәк болған. У мундақ дәйду: «COVID-19 вируси тарқилишқа башлиғанда, жиғилишларни һәм вәз хизмитини тәшкилләш үчүн җапалиқ тиришип көп хизмәт қилдим. Лекин мән көп иш қилсамму, қилишқа тегишлик йәнә нурғунлиған ишлар бар еди. Ахирида Муқәддәс китап оқуш, шәхсий үгиниш вә дуа қилишқа вақит чиқиралмай қалдим». Косовода яшайдиған Илир исимлиқ ақсақал башқа бир қийинчилиққа дуч кәлгән. Униңға уруш болуватқан районда тәшкилатниң көрсәтмилиригә бойсунуш қийин болған. У мундақ дәйду: «Йәрлик Бәйтәл мени хәтәрлик районлардики қериндашларға ярдәм беришкә тәйинлигәндә, җасаритим синалди. Мән қорқтум. Берилгән йол-йоруқ әмәлийәткә уйғун әмәстәк көрүнгән». Азиядики Тим исимлиқ бир миссионер һәр күни һәммә ишларға үлгириш қийин екәнлигини һис қилған. У мундақ дәйду: «Бәзи чағларда мән роһий вә һис-туйғу җәһәттин һарғинлиқ һис қилаттим». Мошуларға охшаш қийинчилиқларға дуч кәлгән ақсақалларға немә ярдәм берәләйду?
3. Һаким Гидеонниң мисалини муһакимә қилғанда, қандақ пайдисини көрәләймиз?
3 Ақсақаллар Исраилда һаким болған Гидеонниң мисалидин үгинәләйду (Ибр. 6:12; 11:32). У Худа хәлқиниң қоғдиғучиси вә падичиси еди (Һак. 2:16; Тар. 1-яз. 17:6). Гидеонға охшаш, ақсақаллар мошу ахирқи заман күнлиридә Худа хәлқигә ғәмхорлуқ қилишқа тәйинләнгән (Әлч. 20:28; Тим. 2-х. 3:1). Биз Гидеонниң кәмтәр, кичик пеил вә итаәтчанлиғидин үгинәләймиз. У вәзипилирини орунлиғанда, униң чидамчанлиғи синалған. Мәйли биз ақсақал сүпитидә хизмәт қилайли яки қилмайли, ақсақалларға техиму көпирәк миннәтдарлиқ билдүрүшни үгинәләймиз. Бу тиришчан хизмәтчиләрни қоллап-қувәтләләймиз (Ибр. 13:17).
КӘМТӘРЛИГИҢИЗ ВӘ КИЧИК ПЕИЛИҢИЗ СИНАЛҒАНДА
4. Гидеон кәмтәрликни вә кичик пеиллиқни қандақ көрсәткән?
4 Гидеон кичик пеил вә кәмтәр адәм еди b. Йәһваниң пәриштиси Гидеонға исраилларни күчлүк мидианлиқларниң қолидин қутулдуруш үчүн уни таллиғанлиғини ейтқанда, у кәмтәрлик билән мундақ җавап бәргән: «Мениң нәслим Манасә қәбилиси арисида әң гадай вә мәнму атамниң өйидә кәнҗимән» (Һак. 6:15). У өзини бу вәзипигә лайиқ әмәстәк көргән. Бирақ Йәһва уни лайиқ көргән. Йәһваниң ярдими билән Гидеон вәзиписини оңушлуқ тамамлиған.
5. Ақсақалларниң кичик пеиллиғи вә кәмтәрлиги қандақ синилиши мүмкин?
5 Ақсақаллар барлиқ ишларда кичик пеиллиқ вә кәмтәрликни көрситиду (Мика 6:8; Әлч. 20:18, 19). Улар өзлириниң қабилийәтлирини яки қазанған утуқлирини мубалиғә қилмайду. Өз камчилиғи яки мәғлубийити үчүн өзидин ағринмайду. Бирақ бәзидә ақсақалларниң кәмтәр вә кичик пеил болуши асан әмәс. Мәсилән, у көплигән вәзипиләрни қобул қилалиши, кейин уларниң һәммисини орунлашниң қийин екәнлигини байқиши мүмкин. Йә болмиса, бир вәзипини орунлиғанлиғи үчүн башқилар махтиғанда яки тәнқит қилғанда, кичик пеил вә кәмтәр болуш қийинға тохтиши мүмкин. Ақсақаллар бундақ вәзийәтләрдә Гидеонниң үлгисидин немиләрни үгинәләйду?
6. Ақсақаллар Гидеонниң кичик пеиллиғидин немиләрни үгинәләйду? (Рәсимгиму қараң.)
6 Башқилардин ярдәм сораң. Кичик пеил киши өзиниң қилалмайдиған ишлирини билиду. Гидеон кичик пеил болуп, башқилардин ярдәм сориған (Һак. 6:27, 35; 7:24). Дана ақсақаллар һәм шундақ қилиду. Илгири тилға алған Тони мундақ дәйду: «Балилиқ чағлиримдин башлап өзүм қилалайдиғандин көпирәк ишларни қилишқа үгинип қалғачқа, қолумдин келидиғандинму көпирәк ишларни қилишни өз үстимгә алдим. Шуңа аиләвий ибадитимиздә кичик пеиллиқ тоғрилиқ муһакимә қилишни қарар қилдим вә аялимниң униңға қандақ қарайдиғанлиғини соридим. jw.org торбетидин “Әйсаға охшаш башқиларни үгитиң, уларға ишиниң вә һоқуқ бериң” намлиқ видеони көрүп чиқтим». Кейин Тони башқиларни җамаәттики ишларни қилишқа чақирған. Тони йәнә шундақ дәйду: «Җамаәткә ғәмхорлуқ қилиш ишлириму өз йолида давамлашти вә өзүмниң Йәһва билән болған достлуқ мунасивитимни күчәйтишкә көпирәк вақит чиқардим».
7. Әгәр ақсақаллар тәнқит қилинса, Гидеонни қандақ үлгә қилалайду? (Яқуп 3:13)
7 Тәнқит қилинсиңиз мулайимлиқ билән җавап қайтуруң. Ақсақаллар тәнқиткә учриғанда, йәнә бир синаққа дуч келиду. Шундақ вәзийәттиму Гидеонниң үлгиси ярдәм берәләйду. Шәк-шүбһисизки, Гидеон өз камчилиғини тонуп йәткән. Әпрайимлиқлар уни тәнқит қилғанда, Гидеон аччиқланмай, мулайимлиқ билән җавап қайтурған (Һак. 8:1—3). У уларниң ағринишлириға қулақ селип, меһрибанлиқ билән сөзләш арқилиқ өзиниң кәмтәрлигини көрсәткән. Шуниң билән әпрайимлиқлар аччиқлирини бесивалған. Дана ақсақаллар тәнқит қилинғанда, әстаидиллиқ билән аңлап, вә мулайимлиқ билән җавап бериш арқилиқ Гидеонни үлгә қилиду (Яқуп 3:13ни оқуң). Шуниң билән улар җамаәтниң инақ-иттипақлиғиға өз һәссисини қошиду.
8. Ақсақаллар махташ сөзлиригә қандақ инкас қайтуруши керәк? Мисал кәлтүрүң.
8 Йәһвани мәдһийиләң. Гидеон Мидианни мәғлуп қилғанда, башқилар уни махтиған. Амма у барчә шан-шәрәпни Йәһваға бәргән (Һак. 8:22, 23). Вәзипигә тәйинләнгән кишиләр Гидеонни қандақ үлгә қилалайду? Улар өзлириниң қилған ишлири үчүн шан-шәрәпни Йәһваға берәләйду (Кор. 1-х. 4:6, 7). Мәсилән, бир ақсақал өзиниң тәлим бериш қабилийити үчүн махташларға еришкән болса, у тәлимләрниң мәнбәси болған Худаниң Сөзи яки Йәһваниң тәшкилати тәминлигән тәрбийиләшләр үчүн миннәтдар екәнлигини билдүрәләйду. Ақсақал өзиниң тәлим бериш усули билән Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрәмду яки пәқәтла кишиләргә чоңқур тәсир қалдурамду? Мошу соаллар һәққидә ойлап бақса болиду. Тимоти исимлиқ бир ақсақалниң кәчүрмишлирини көрүп бақайли. У йеңила ақсақал болғанда, аммивий нутуқ ейтишни интайин яхши көргән. У мундақ дәйду: «Мән нутуқларни узун вә мурәккәп кириш сөзлири билән тәйярлаттим. Улар дайим башқиларниң махтишиға сазавәр болди. Бәкму әпсус, башқиларниң диққити Муқәддәс китап яки Йәһваға әмәс, әксичә маңа қаритилған еди». Вақитниң өтүшигә әгишип, Тимоти башқиларниң диққитини өзигә тартмаслиқ үчүн тәлим бериш усулини өзгәртиши керәклигини көрүп йәткән (Пәнд н. 27:21). Нәтиҗиси қандақ болған? У мундақ дәп чүшәндүргән: «Һазир қериндашлар маңа нутуғимниң уларниң қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришигә яки Йәһваға техиму йеқинлишишиға ярдәм бәргәнлигини ейтиду. Уларниң шу сөзлиридин интайин хурсән болумән. Бирнәччә жил илгири уларниң мени махтап қилған сөзлиригә қариғанда, һазир уларниң ейтқан сөзлиридин техиму хошал болумән».
ИТАӘТЧАНЛИҒИҢИЗ ЯКИ ҖАСАРИТИҢИЗ СИНАҚҚА ДУЧ КӘЛГӘНДӘ
9. Гидеонниң итаәтчанлиғи вә җасарити қандақ синалған? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
9 Гидеон һаким болғанда итаәтчанлиғи вә җасарити синалди. Униңға дадиси Баал бутиға атам ясиған қурбанлиқ суписини вәйран қилиштәк хәтәрлик вәзиписи тапшурулған (Һак. 6:25, 26). Кейинирәк Гидеон бир қошунни топлиғандин кейин, униң санини икки қетим азайтиши керәк еди (Һак. 7:2—7). Ахирида, у йерим кечидә дүшмән қошуниниң қараргаһиға һуҗум қилишқа буйрилған (Һак. 7:9—11).
10. Бир ақсақалниң итаәтчанлиғи қандақ синилиши мүмкин?
10 Ақсақаллар итаәт қилишқа тәйяр болуши керәк (Яқуп 3:17). Итаәтчан ақсақал Муқәддәс Язмиларда дейилгән сөзләргә вә Худа тәшкилатиниң йол-йоруқлириға асанла бойсуниду. Шу арқилиқ у башқиларға яхши үлгә көрситиду. Амма униң итаәтчанлиғи йәнила синилиши мүмкин. Мәсилән, берилгән көрсәтмиләргә дайим бойсунуш униңға қийин болуши мүмкин. Бәзи вәзийәттә бәлким у йол-йоруқниң растинла әмәлийәтчан яки әқилгә мувапиқ екәнлигидин гуман қилиши мүмкин. Яки униңдин қолға елиниш хәвп-хәтиригә тәвәккүл қилидиған вәзипини орунлаш тәләп қилиниду. Бундақ вәзийәтләрдә ақсақаллар Гидеонниң итаәтчанлиғидин немини үгинәләйду?
11. Ақсақалларниң итаәтчан болушиға немә ярдәм берәләйду?
11 Йол-йоруққа қулақ селиң вә уни әмәлий ишлитиң. Худа Гидеонға дадисиниң қурбанлиқ суписини қандақ вәйран қилишини, Йәһваға йеңи қурбанлиқ суписини қәйәрдә ясишини вә қайси һайванни қурбанлиқ қилишини ейтқан. Гидеон әшу көрсәтмиләрдин гуман қилмиған. Әксичә, у Йәһваниң ейтқанлири бойичә иш қилған. Бүгүнки күндә ақсақаллар хәтләр, еланлар вә көрсәтмиләр арқилиқ Йәһваниң тәшкилатидин кәлгән роһий вә җисманий сағламлиғимиз билән мунасивәтлик йол-йоруқларни алиду. Биз ақсақаллиримизниң садақәтмәнлик билән Йәһваниң тәшкилатидин кәлгән йол-йоруқларға бойсунғанлиғидин интайин миннәтдармиз. Бу пүткүл җамаәт үчүн пайдилиқ (Зәб. 119:112).
12. Йәһваниң тәшкилати бәзи өзгәртишләрни қилиш керәклигини ейтса, ақсақаллар Ибранийларға 13:17-айәтни қандақ әмәлий қоллиналайду?
12 Өзгәртишләрни қобул қилишқа тәйяр туруң. Йәһваниң тәливи бойичә Гидеон қошунниң 99 процентидин көпирәк қисмини өйгә әвәтивәткән (Һак. 7:8). У бәлким шундақ ойлиған: «Бундақ өзгәртишләрни қилиш һәқиқәтән зөрүрму? Ундақ қилсам, ғәлибә қазинимизму?» Шундақтиму, Гидеон көрсәтмигә бойсунған. Бүгүнки күндә тәшкилат ақсақалларға бәзи өзгәртишләрни қилиш һәққидә көрсәтмиләрни бәргәндә, итаәтчан болуш арқилиқ Гидеонни үлгә қилалайду (Ибранийларға 13:17ни оқуң). Мәсилән, 2014-жили Рәһбәрлик кеңәш Ибадәт өйлирини вә Конгресс заллирини қурулуш ишлирини ихтисат билән тәминләш усулини өзгәртти (Кор. 2-х. 8:12—14). Җамаәтләр әнди қәриз қайтурмайду. Әксичә, дунияниң һәрқайси җайдики җамаәтләрниң ихтисадий әһвали қандақ болушидин қәтъийнәзәр, қәйәрдә еһтияҗ болса, шу йәрдә қурулуш қилиш тоғрилиқ қарар мақулланған еди. Бу өзгәртиш тоғрисида аңлиғанда, Хосе исимлиқ бир бурадәр бу қарарниң оңушлуқ болидиғанлиғидин гуманлинип, шундақ ойлиған: «Һәтта бирму Ибадәт өйи селинмайду. Биз яшаватқан җайда һечким һечқачан бундақ иш қилип баққан әмәс». Хосениң көрсәтмиләрни қоллап-қувәтлишигә немә ярдәм бәргән? У мундақ дәйду: «Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6-айәттики сөзләр Йәһваға ишәнч қилишим керәклигини әскәртти. Көрсәтмиләр һәқиқәтән әҗайип нәтиҗиләргә ериштүрди! Биз техиму көп Ибадәт өйлирини селипла қалмай, пәриқлиқ усуллар билән өз һәссимизни қошушни үгәндуқ. Шундақ болғанда һәммә йәрдә тәң баравәрлик болиду».
13. а) Гидеон немигә ишәнгән? ә) Ақсақаллар Гидеонни қандақ үлгә қилалайду? (Рәсимгиму қараң.)
13 Йәһваниң ирадисини җасарәт билән орунлаң. Гидеон қорқунучқа вә хәтәргә қаримай, Йәһваға итаәтчан болған (Һак. 9:17). Йәһва капаләт бәргәндин кейин Гидеон Худаниң хәлқини қоғдиғанда, Йәһваниң өзини қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға қәтъий ишәнгән. Иш-паалийәтлиримиз чәкләнгән районларда яшайдиған ақсақаллар Гидеонни үлгә қилиду. Улар қолға елиниш, сорақ қилиниш, иш орнидин айрилип қелиш яки зораванлиққа учраш хәтәрлиригә қаримай, җасарәт билән җамаәт жиғилишлириға һәм вәз хизмитигә йетәкчилик қилиду c. Чоң балаю апәт мәзгилидә көрсәтмиләргә бойсунуш хәтәрлик болсиму, ақсақаллар көрсәтмиләргә җасарәт билән бойсунуши керәк. Мәсилән, һөкүм хәвири вә Магогтин чиққан Гогниң һуҗумидин аман қелиш үчүн немә қилишимиз керәклиги һәққидә көрсәтмиләр берилиши мүмкин (Әзәк. 38:18; Вәһ. 16:21).
ЧИДАМЧАНЛИҒИҢИЗ СИНАҚҚА ДУЧ КӘЛГӘНДӘ
14. Гидеонниң чидамчанлиғи қандақ синалған?
14 Гидеон һакимлиқ вәзиписини орунлаш үчүн җапалиқ ишлиши керәк еди. Кечидә җәң болуватқанда мидиянлиқлар қечип кәткәндә, Гидеон уларни Йизриәл җилғисидин таки Иордан дәриясиғичә қоғлиған. Бәлким, әшу җайлар чаткаллиқлар билән қоршалған (Һак. 7:22). Гидеон Иордан дәриясиға кәлгәндә тохтап қалғанму? Яқ! Гәрчә һерип қалған болсиму, у 300 киши билән дәриядин өтүп, қоғлашни давамлаштурған. Ахирида у мидиянлиқларға йетивелип, уларни мәғлуп қилған (Һак. 8:4—12).
15. Ақсақалларниң чидамчанлиғи қачан синилиши мүмкин?
15 Бир ақсақал бәзидә җамаәткә вә өз аилисигә ғәмхорлуқ қилип, җисманий, роһий яки һис-туйғу җәһәттин һерип кетиши мүмкин. Бундақ вәзийәтләрдә ақсақаллар Гидеонни қандақ үлгә қилалайду?
16, 17. Гидеонниң чидамчан болушиға немә ярдәм бәргән вә ақсақаллар немигә ишәнсә болиду? (Йәшая 40:28—31; рәсимгиму қараң.)
16 Йәһваниң сизни күчләндүридиғанлиғиға ишиниң. Гидеон Йәһваниң униңға күч-қувәт беридиғанлиғиға ишәнгән. У үмүтсизләнмигән (Һак. 6:14, 34). Бир қетим Гидеон вә униң адәмлири икки Мидиан падишасини пиядә қоғлиғанда, улар төгиләргә минип қачқан болуши керәк (Һак. 8:12, 21). Шундақтиму, қәтъий ирадилик исраиллар Худаниң ярдими билән җәңдә ғәлибә қилған. Худди шуниңдәк, ақсақалларму «һерип һалдин кәтмәйдиған» вә «һарғинлиқ һис қилмайдиған» Йәһваға тайиналайду. Ақсақаллар муһтаҗ болғанда Йәһва уларға күч бериду (Йәшая 40:28—31ни оқуң).
17 Дохтурхана билән алақилишиш комитетиниң бир әзаси болған Мэтью исимлиқ ақсақалниң кәчүрмишини көрүп бақайли. Униңға чидамчан болушқа немә ярдәм бәргән? Мэтью мундақ дәйду: «Мән Филипиликләргә 4:13-айәтниң һәқиқәт екәнлигини бешимдин өткүздүм. Нурғун қетим интайин һерип-чарчап, давамлаштуралмайдиғандәк һис қилғанда, Худаға тохтимай дуа қилип, давамлиқ қериндашлиримға ярдәм берәлишим үчүн җисманий вә роһий җәһәттин күч беришини өтүндим. Шу пәйтләрдә Худаниң роһи маңа күч-қувәт берип, чидамчан болушимға ярдәм бәрди». Гидеонға охшаш, садақәтмән ақсақаллар җан көйдүрүп, падиларни баққанда, йәнә тосалғуларға дуч келиши мүмкин. Әлвәттә, улар кичик пеил болуши вә һәрдайим өзлири яхши көргән һәммила ишни қилалмайдиғанлиғини тонуп йетиши керәк. Шундила улар өзлириниң ярдәм сорап қилған дуалирини Йәһваниң аңлайдиғанлиғи вә чидамчан болуши үчүн күч-қувәт беридиғанлиғиға ишинәләйду (Зәб. 116:1; Флп. 2:13).
18. Тәкрарлисақ, ақсақаллар Гидеонниң үлгисидин немиләрни үгинәләйду?
18 Ақсақаллар Гидеонниң үлгисидин нурғунлиған нәрсиләрни үгинәләйду. Улар мәйли қанчә көп хизмәт қилсун, башқилар махтисун яки тәнқитлисун, чоқум кичик пеил болуши керәк. Улар чоқум итаәтчанлиғини вә җасаритини көрситиши лазим. Болупму, бу дунияниң ахирлишиш вақти аз қалған екән, техиму шундақ қилиши керәк. Улар һәрқандақ тосалғуларға дуч келиштин қәтъийнәзәр, Худа уларни күчләндүридиғанлиғиға қәтъий ишиниши лазим. Шәк-шүбһисизки, «мошундақ адәмләрни қәдирләңлар» дегән нәсиһәт сөзигә қулақ селип, тиришчан падичиларни қәдирләймиз (Флп. 2:29).
21-НАХША Рәһимдил болған бәхитлик
a Исраил хәлқи тарихиниң интайин мүшкүл заманида, Йәһва Худа уларға падичилиқ қилип, қоғдаш үчүн Гидеонни тәйинлигән. Гидеон бу вәзипини 40 жил садиқлиқ билән орунлиған. Бирақ у нурғун қийинчилиқларға дуч кәлгән. Униң үлгиси бүгүнки күндә ақсақалларға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини муһакимә қилимиз.
b Кичик пеиллиқ вә кәмтәрлик бир-бири билән зич бағлинишлиқ. Әгәр биз кәмтәр болсақ, өзүмиз тоғрисида көп ойлимаймиз вә бәзи ишлар қолумиздин кәлмәйдиғанлиғини чүшинимиз. Әгәр биз кичик пеил болсақ, башқиларни һөрмәтләймиз вә уларни өзүмиздин муһимирақ дәп қараймиз (Флп. 2:3). Кичик пеил киши һәм кәмтәр киши.
c «Күзитиш мунари», 2019-жил, июль сани, 10, 11-бәтләрдики «Паалийитимиз мәнъий қилинғандиму, давамлиқ Йәһваға ибадәт қилайли!» намлиқ мақалиниң 10—13 абзацлириға қараң.