28-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Давамлиқ Худадин әйминип яшашниң пайдиси
«Йәһвадин қорққан адәм уттур йол билән маңиду» (ПӘНД Н. 14:2).
32-НАХША Тәврәнмәй чиң турайли!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. Лутқа охшаш Худа хизмәтчилири қандақ вәзийәткә дуч келиватиду?
БҮГҮНКИ КҮНДӘ биз бу дунияда әхлақ өлчәмлириниң төвәнләп кетиватқанлиғини көргәндә, худди һәққаний киши Лутқа охшаш һис-туйғуда болимиз. Лут әдәп-әхлақсиз ишларға берилгән адәмләрниң начар қилмишлирини көргәндә, қаттиқ азапланған. Чүнки у асмандики Атисиниң яман иш-һәрикәтләрни өч көридиғанлиғини билгән (Пет. 2-х. 2:7, 8). Худадин әйминиш вә Униңға болған муһәббәт Лутни әтрапидики кишиләрниң начар әхлақ өлчәмлирини рәт қилишқа дәвәт қилған. Бүгүн бизму Йәһваниң әхлақ-өлчәмлирини һөрмәт қилмайдиған кишиләрниң арисида яшаймиз. Шундақ болушиға қаримай, әгәр давамлиқ Худаға болған сөйгү-муһәббитимизни сақлап, Униңдин әйминип яшашни үгәнсәк, әхлақ җәһәттин паклиқни сақлалаймиз (Пәнд н. 14:2).
2 Бундақ қилишимиз үчүн Йәһва Пәнд-нәсиһәтләр китави арқилиқ бизгә меһрибанлиқ билән илһам бериду. Барлиқ Худа хизмәтчилири, әрләр вә аяллар, яшлар вә қерилар әшу дана нәсиһәт тоғрилиқ мулаһизә қилғанда, униң һәқиқий пайдисини көрәләйду.
ХУДАДИН ӘЙМИНИШ БИЗНИ ҺИМАЙӘ ҚИЛИДУ
3. Пәнд-нәсиһәтләр 17:3-айәткә асасланғанда, қәлбимизни қоғдишимиздики муһим бир сәвәп немә? (Рәсимгиму қараң.)
3 Көчмә мәнадики жүригимизни қоғдашниң муһим бир сәвәви — Йәһва қәлбимизни тәкшүрүп туриду. Демәк, У бизниң ташқи көрүнүшимизгә әмәс, қәлбимизгә қарайду (Пәнд-нәсиһәтләр 17:3ни оқуң). Әқлимизни һаятлиққа ериштүридиған даналиқ билән толдурсақ, У биздин хурсән болиду (Йоһ. 4:14). Шу чағда Шәйтанниң әхлақсизлиқ, ялғанчилиқ вә бу дуниядики рәзил адәмләрниң зәһиридин сақлиналаймиз. Йәһваға қанчә йеқинлашқансири, Униңға болған муһәббитимиз вә һөрмитимиз техиму күчийиду. Чүнки биз асмандики Атимизни рәнҗитишни халимаймиз. Һәтта гуна қилишни ойлашниму өч көрүмиз. Хата иш қилишқа езиқтурулғанда, өз-өзүмиздин шундақ сораймиз: «Маңа шунчә көп меһир-муһәббәт көрсәткән Бирини қандақму қәстән рәнҗитәләймән?» (Йоһ. 1-х. 4:9, 10)
4. Йәһвадин әйминиш бир қериндашни езиқтурулуштин қандақ қоғдап қалған?
4 Хорватиядә яшайдиған Марта исимлиқ қериндишимиз җинсий әхлақсизлиққа езиқтурулған. У мундақ дәп язған: «Мениң әқлим ишлимәйла қалған вә гунаниң вақитлиқ һузуридин хошаллиқ тепиш истигини бесиш тәскә тохтиған еди. Лекин Йәһвадин әйминиш мени һимайә қилди» b. Худадин әйминиш уни қандақ һимайә қилған? Марта өзиниң хата қарари қандақ ақивәтни кәлтүрүп чиқидиғанлиғи һәққидә ойланған. Бизму шундақ қилалаймиз. Әң ечинишлиқ ақивәт шуки, биз Йәһваниң қәлбини азаплаймиз вә Униңға мәңгү ибадәт қилалмай қалимиз (Ярит. 6:5, 6).
5. Леониң баштин өткүзгәнлиридин немини үгинәләйсиз?
5 Йәһвадин әйминип қорқсақ, начар қилмишлиримиз үчүн баһанә сәвәп көрситиштин еһтият қилимиз. Конгода яшайдиған Лео шундақ саваққа егә болған. У суға чөмдүрүлүп төрт жилдин кейин яман кишиләр билән дост болған. У мундақ ойлиған: «Мән өзүм яман ишларни қилмисамла, Йәһваға қарши гуна қилмиған болумән». Бирақ узун өтмәй, яман достлири уни көп һарақ ичишкә вә җинсий әхлақсизлиқ қилишқа дәвәт қилған. Шуниң билән, у Мәсиһ әгәшкүчилири болған ата-анисиниң униңға үгәткәнлири вә өзиниң йоқитип қойған хошаллиғи һәққидә ойлинишқа башлиған. Нәтиҗиси қандақ болған? У әқли-һошини тапқан. Ақсақалларниң ярдими билән Лео Йәһваға қайтип кәлгән. Бүгүнки күндә у ақсақал вә мәхсус пионер болуп хошал-хорам хизмәт қиливатиду.
6. Икки аялниң мисали һәққидә немини муһакимә қилимиз?
6 Пәнд-нәсиһәтләр 9-бапни көрүп бақайли. Бу бапта икки аял тәсвирләнгән. Бири даналиққа, йәнә бири ахмақлиққа вәкиллик қилиду (Римлиқларға 5:14; Галатилиқларға 4:24ни селиштуруң). Бу бапни оқуғанда, Шәйтанниң дуниясини җинсий әхлақсизлиқ вә порнографиягә толуп кәткәнлигини есиңиздә сақлаң (Әфәс. 4:19). Шуңа, давамлиқ Худадин әйминип яшашни үгинип, яманлиқтин жирақ турушимиз интайин муһим (Пәнд н. 16:6). Нәтиҗидә, мәйли әр яки аял болсун, бу бапта берилгән нәсиһәтниң пайдисини көрәләйду. Бу икки аялниң һәр иккилиси тәҗрибиси камчил, ахмақ кишиләрни: «Өйүмгә кирип тамаққа еғиз тәг»,— дәп тәклип қилғанлиғи тәсвирләнгән (Пәнд н. 9:1, 5, 6, 13, 16, 17). Бирақ иккисиниң тәкливини қобул қилғанларниң ақивети пәриқлиқ еди.
ӘҚИЛСИЗ АЯЛНИҢ ТӘКЛИВИНИ РӘТ ҚИЛИҢ
7. Пәнд-нәсиһәтләр 9:13—18 айәтләргә асасланғанда, тәклипләрниң бири нәгә йетәкләйду? (Рәсимгиму қараң.)
7 Әқилсиз аялниң тәкливини оқуп бақайли (Пәнд-нәсиһәтләр 9:13—18ни оқуң). У тәҗрибисиз кишиләрни өзиниң өйигә кирип тамаққа еғиз тегишкә номуссизларчә тәклип қилиду. Тәкливини қобул қилғанларниң ақивети қандақ болиду? У йәрдә өлүкләрниң гөри бар. Сәл авал Пәнд-нәсиһәтләрдики көчмә мәнада тилға елинған тәсвирләш есиңизгә келиши мүмкин. Шу айәтләр бизни «ят аял» вә «паһишә аялдин» агаһландуриду. «Униң өйи кишини өлүмгә елип бариду» (Пәнд н. 2:11—19). Пәнд-нәсиһәтләр 5:3—10 айәтләрдиму «аяқлири өлүмгә» йетәкләйдиған башқа бир «ят аялдин» жирақ туруш һәққидә һәм агаһландуруш бар.
8. Биз қандақ таллашқа дуч келимиз?
8 Әқилсиз аялниң сөзини аңлиғанлар бир таллашқа дуч келиду: униң тәкливини қобул қилиш яки рәт қилиш. Бәлким биз шундақ таллашқа дуч келимиз. Әгәр бири бизни җинсий әхлақсизлиқ қилишқа аздурса, яки интернет вә таратқуларда порнография билән учрашсақ, немә қилимиз?
9, 10. Җинсий әхлақсизлиқтин жирақ турушниң қандақ бәзи сәвәплири бар?
9 Җинсий әхлақсизлиқтин сақлинишимизниң интайин муһим сәвәплири бар. Әқилсиз аялниң «оғриланған сулар татлиқтур» дегәнлиги тәсвирләнгән. Оғриланған су дегән немә? Муқәддәс китапта некалиқ әр-аялниң җинсий мунасивәттин һузурлинишини кишигә һузур-бәхш етидиған су билән селиштурған (Пәнд н. 5:15—18). Пәқәт некада бағланған җүп җинсий мунасивәттин һузур алалайду. Амма оғриланған су болса пәриқлиқ. У мәнъий қилинған әхлақсиз җинсий мунасивәтни көрситиду. Худди оғри дайим йошурун оғрилиқ қилғанға охшаш, җинсий әхлақсизлиқму йошурун болиду. Әгәр әхлақсизлиқ қилған кишиләр өзлириниң гунасини башқилардин йошуруп қалалиса, «оғриланған су» бәкму татлиқ көрүнүши мүмкин. Нәқәдәр ечинишлиқ алдамчилиқ бу-һә! Йәһва Худа һәммини көриду. Йәһваниң меһир-муһәббитидин айрилип қелиштин яман ақивәт йоқ. Шуңа, наһайити ениқки, у һәргизму татлиқ нәрсә әмәс (Кор. 1-х. 6:9, 10). Бу гунаниң ақивети пәқәт буниң биләнла түгимәйду.
10 Җинсий әхлақсизлиқ шәрмәндичиликкә қелиш, өзини һечнәрсигә яримас һис қилиш, халимиған һалда һамилдар болуш вә аилиниң бузулушидәк яман ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду. Демәк, наһайити ениқки, әқилсиз аялниң өйигә кирип тамаққа еғиз тегиштин жирақ туруш даналиқтур. Униңдин башқа, Йәһва билән болған достлуқ бузулупла қалмай, җинсий әхлақсизлиқ қилғучилар өлүмгә йетәкләйдиған ағриқларға гириптар болиду (Пәнд н. 7:23, 26). Пәнд-нәсиһәтләр 9:18-айәттә: «У чақирған меһманлар гөрдә» болидиғанлиғини ейтип, уларниң ақиветини хуласиләйду. Ундақта, немә үчүн шунчә көп кишиләр шундақ паҗиәлик ақивәткә йетәкләйдиған езиқтуруш тәкливини қобул қилиду? (Пәнд н. 9:13—18)
11. Немә үчүн порнографияни көрүш интайин зиянлиқ?
11 Наһайити көп дуч келидиған бир тузақ — порнография. Бәзиләр порнография көрүшни зиянсиз дәп қарайду. Әксичә, у зиянлиқ, өз-өзигә вә башқиларға болған һөрмәтни йоқитишқа сәвәп болиду вә уни көрүш адитидин қутулуш бәк қийин. Әхлақсиз көрүнүшләр мейигә сиңип қалиду, уларни чиқирип ташлаш бәк қийин. Техиму муһим болғини, порнография хата арзу-һәвәсни техиму күчләндүриду (Кол. 3:5; Яқуп 1:14, 15). Шундақ шәһваний мәзмундики нәрсиләрни көридиған нурғун кишиләр җинсий әхлақсизлиқ қилишиду.
12. Җинсий һәвисимизни қозғайдиған сүрәтләргә қарши һошиярлиқни сақлаватқанлиғимизни қандақ көрситимиз?
12 Биз күтмигәндә туюқсиз шәһваний мәзмундики нәрсиләрни көрүп қалсақ, немә қилишимиз керәк? Дәрһал шундақ көрүнүштин көзүмизни елип қечишимиз лазим. Әгәр Йәһва билән болған мунасивитимизниң нәқәдәр қиммәтлик екәнлигини есимизгә алсақ, бу шуларни дәрһал рәт қилишимизға ярдәм берәләйду. Һәтта бәзи рәсимләр порнография болмаслиғи мүмкин. Шундақтиму улар бизниң җинсий һәвисимизни қозғиши мүмкин. Немишкә улардин жирақ турушимиз керәк? Чүнки биз жүригимиздә җинсий әхлақсизлиқ қилишқа қәдәм бастуридиған кичик бир ишниму қилишни халимаймиз (Мәт. 5:28, 29). Тайландтики Дэйвид исимлиқ ақсақал мундақ дәйду: «Өз-өзүмдин шундақ сораймән: “Гәрчә сүрәтләр порнография болмисиму, мән давамлиқ униңға қарисам, Йәһвани хурсән қилимәнму?” Шундақ ой-пикир жүргүзүш маңа даналиқ билән һәрикәт қилишқа ярдәм бериду».
13. Даналиқ билән йол тутушимизға немә ярдәм бериду?
13 Йәһваниң көңлини рәнҗитидиған һәрқандақ ишни рәт қилсақ, дана йол тутумиз. Йәһвадин қорқуш — «даналиқниң бешидур» (Пәнд н. 9:10). Пәнд-нәсиһәтләр 9-бапниң биринчи айәтлиридә һәқиқий даналиқ башқа бир аял билән селиштурулғанлиғини билимиз.
ДАНА АЯЛНИҢ ТӘКЛИВИНИ ҚОБУЛ ҚИЛИҢ
14. Пәнд-нәсиһәтләр 9:1—6 айәтләрдә қандақ пәриқлиқ тәклипләр һәққидә оқудуқ?
14 Пәнд-нәсиһәтләр 9:1—6ни оқуң. Бу айәтләрдә Яратқучимиз вә барлиқ даналиқниң мәнбәси болған Йәһвадин кәлгән тәклипни оқуймиз (Пәнд н. 2:6; Рим. 16:27). Айәтләрдә йәттә түвриги бар чоң бир өй тәсвирләнгән. Бу өй болса, Йәһваниң сехий-мәртлигини тәстиқләйду вә Униң даналиғини үгинишни халайдиғанларға ишиги кәң очуқ екәнлигини көрситиду.
15. Худа бизни немә қилишқа тәклип қилиду?
15 Йәһва сехий вә мол бәрикәт бәргүчи Худадур. Мәсилән, 9-бапта «һәқиқий даналиқ» сүпитидә тәсвирләнгән аялдин Йәһваниң сехийлиғи вә барлиқ яхши нәрсиләрни бизгә беридиғанлиғини билимиз. Бу үзүндидә көчмә мәнадики аял дәстихиниға гөшләрни, арилаштурулған шарапларни тәйярлиғанлиғи тилға елинған (Пәнд н. 9:2). Униңдин башқа, 4, 5-айәтләрдә у әқилсизләрни: «Келиңлар, мениң ненимни йәңлар»,— дәп тәклип қилған. Немә үчүн биз һәқиқий даналиқниң өйигә кирип, тамиғиға еғиз тегишимиз керәк? Йәһва Өз пәрзәнтлириниң дана вә бехәтәр болушини халайду. У бизни пушайманға салидиған хаталиқларни өткүзүп, өзүмизниң қәлбини азаплайдиған тәҗрибә-савақлардин үгинишимизни халимайду. Шу сәвәптин, даналиқ «һәққанийлар үчүн сағлам пикирликни сақлайду» (Пәнд н. 2:7). Әйминиш ичидә Йәһвадин қорқуп яшиғинимизда Униң көңлини хурсән қилишни халаймиз. Униң дана нәсиһитигә қулақ селип, уни һаятимизда қоллиништа хошаллиқ тапимиз (Яқуп 1:25).
16. Худадин әйминиш Аланниң дана қарар чиқиришиға қандақ ярдәм бәргән вә буниң нәтиҗидә қандақ болған?
16 Худадин әйминишниң Алан исимлиқ бурадәргә дана қарар чиқиришиға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп бақайли. У җамаәттә ақсақал вә мәктәптә муәллим болуп ишләйду. У мундақ дәйду: «Нурғун хизмәтдашлирим порнографиялик фильмларни җинсийәт тәлим-тәрбийисиниң бир түри дәп қаратти». Амма Алан бу көзқарашқа алданмиған. У мундақ дәйду: «Худадин әйминиш шундақ фильмларға болған көзқарашни қәтъий рәт қилишимға ярдәм бәрди. Хизмәтдашлиримға өзүмниң немә үчүн уларни рәт қилидиғанлиғимниң сәвәвини чүшәндүрдүм». У «һәқиқий даналиқ» бәргән «даналиқ йолидин чиқмай меңиңлар» дегән нәсиһәткә қулақ салған еди (Пәнд н. 9:6). Аланниң қәтъий қарари бәзи хизмәтдашлириға тәсир қилған вә улар һазир Муқәддәс китапни үгинип, җамаәт учришишлириға қатнишиватиду.
17, 18. Һәқиқий даналиқниң тәкливини қобул қилғанлар қандақ бәрикәтләргә еришиду вә уларни немә күтмәктә?
17 Йәһва әшу икки аялниң мисалини ишлитип, гөзәл келәчәккә еришишниң йолини бизгә көрситиду. Әқилсиз аялниң тәкливини қобул қилғанлар җинсий әхлақсизлиқтин хошаллиқ тепишқа һәрикәт қилиду. Ениқ ейтқанда, улар кәлгүсигә бепәрвалиқ қилип, пәқәт бурниниң учини көрүп яшайду. Ақивәттә, улар өлүкләрниң баридиған җайида, йәни гөрдә болиду (Пәнд н. 9:13, 17, 18).
18 «Һәқиқий даналиқниң» тәкливини қобул қилидиғанларниң келәчиги мутләқ башқичә болиду! Улар бәхитлик, чүнки уларниң Йәһва Худаға йеқинлишиши үчүн керәк һәммә нәрсилири бар (Йәшая 65:13). Йәһва Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ мундақ дәйду: «Мени аңлаңлар, диққәтчан тиңшаңлар, шу чағда яхши тамақни йәп, җениңлар есил таамлар билән раһәтлиниду» (Йәшая 55:1, 2). Биз Йәһва яхши көридиған нәрсини яхши көрүшкә вә өч көридиған нәрсини өч көрүшкә үгинимиз (Зәб. 97:10). Башқиларни «һәқиқий даналиқтин» үгинишкә тәклип қилиштин қанаәт тапимиз. Биз әқилгә толмиғанларға «ким билимгә муһтаҗ, ушбу җайға кәлсун»,— дәп җакалиған хизмәтчиләргә охшаймиз. Бу өзүмизгә вә тәклипкә қулақ салғанларға һазирла әмәс, бәлки мәңгүгә пайдилиқтур. Биз «даналиқ йоли билән» меңип, мәңгү яшаймиз (Пәнд н. 9:3, 4, 6).
19. Вәз 12:13, 14тики айәтләргә мас немә қилишқа бәл бағлидуқ? ( «Худадин әйминиш биз үчүн пайдилиқ» намлиқ рамкиғиму қараң.)
19 Вәз 12:13, 14ни оқуң. Мошу ахирқи күнләрдә Йәһва Худаға болған чоңқур һөрмәт бизни қоғдайду вә әхлақий җәһәттин пак болуп, Униңға йеқинлишишқа ярдәм бериду. Биз мүмкинқәдәр көпирәк кишиләрни «һәқиқий даналиқниң» тәкливини қобул қилип, униң пайдисини көрүшкә чақиримиз, чүнки Йәһва Худани чин қәлбимиздин сөйүмиз вә һөрмәтләймиз.
29-НАХША Садақәтмәнликни сақлап жүрәйли
a Мәсиһ әгәшкүчилири чоқум Худадин әйминип қорқушни үгиниши керәк. Бундақ қорқуш қәлбимизни һимайә қилип, җинсий әхлақсизлиқ вә шәһваний мәзмундики нәрсиләрдин, йәни порнографиядин бизни қоғдайду. Бу мақалидин Пәнд-нәсиһәтләр китавиниң 9-бабида тилға елинған көчмә мәнада икки аялниң, йәни даналиқ вә ахмақлиқ оттурисидики рошән селиштурма пәрқини көрүп чиқимиз. Мошу баптики нәсиһәт бизгә һазир вә келәчәктә давамлиқ ярдәм берәләйду.
b Бәзи исимлар өзгәртилгән