26-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһваниң күни үчүн тәйяр туруң
«Йәһваниң күни оғри кечидә кәлгәндәк, дәл шундақ келиду» (САЛ. 1-Х. 5:2).
32-НАХША Тәврәнмәй чиң турайли!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Йәһваниң күнидә қутқузулуш үчүн чоқум немә қилишимиз керәк?
МУҚӘДДӘС КИТАПТА «Йәһваниң күни» дегән ибарә тилға елинғанда, Йәһваниң дүшмәнлири үстидин һөкүм чиқиридиған вә Өз хәлқини қутқузидиған вақитни көрситиду. Өтмүштә Худа бәзи хәлиқләрни җазалиған (Йәшая 13:1, 6; Әзәк. 13:5; Зәф. 1:8). Бүгүнки күндә Йәһваниң күни сәясий рәһбәрләр сахта дин империяси Бүйүк Бабилға һуҗум қилғанда башлинип, Армагедон уруши билән аяқлишиду. Әшу күндә аман қелиш үчүн һазирниң өзидә тәйярлиқ қилишимиз керәк. Әйса бизгә чоң балаю апәткә тәйярлинишнила әмәс, давамлиқ тәйяр турушимиз керәклигини үгәткән (Мәт. 24:21; Луқа 12:40).
2. Немә үчүн Салоникилиқларға йезилған 1-хәт биз үчүн пайдилиқ?
2 Әлчи Паул Салоникидики Мәсиһ әгәшкүчилиригә 1-хетини әвәткәндә, бирқанчә мисалларни ишлитип, етиқатчиларниң Йәһваниң улуқ һөкүм күнигә тәйярлиқ қилишиға ярдәм бәргән. Паул Йәһваниң күни дәл шу вақитта кәлмәйдиғанлиғини билгән (Сал. 2-х. 2:1—3). Шундақтиму, у қериндашларни әшу күнгә худди әтә келидиғандәк тәйярлиқ қилишқа үндигән. Бүгүнки күндә бизму униң нәсиһитигә қулақ салсақ болиду. Төвәндики соалларниң җававини тапайли: 1) Йәһваниң күни қандақ йетип келиду? 2) Шу күни ким аман қалиду? 3) Шу күндә қутқузулуш үчүн қандақ тәйярлиқ қилалаймиз?
ЙӘҺВАНИҢ КҮНИ ҚАНДАҚ КЕЛИДУ?
3. Йәһваниң күни худди кечидики оғридәк қандақ келиду? (Рәсимгиму қараң.)
3 «Оғри кечидә кәлгәндәк» (Сал. 1-х. 5:2). Бу Йәһваниң күниниң келишини тәсвирлигән үч мисалниң бири. Адәттә оғрилар адәмләр күтмигән чағда йошурун вә тез һәрикәт қилиду. Йәһваниң күниму нурғунлиған кишиләрни һәйран қалдуруп, туюқсиз келиду. Һәтта Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилириму вақиәләрниң қанчилик тез йүз бәргәнлигигә һәйран қелиши мүмкин. Амма рәзил кишиләргә охшимайдиған йери, биз һалак болмаймиз.
4. Йәһваниң күни қайси җәһәттин толғақ азавиға охшайду?
4 «Һамилдар аялниң толғиғи туюқсиз башланғинидәк» (Сал. 1-х. 5:3). Һамилдар аял қачан туғидиғанлиғини ениқ билмәйду. Бирақ у өзиниң туғидиғанлиғидин һечбир гуман қилмайду. Туғқанда туюқсиз толғақ азави болиду вә уни тохтатқили болмайду. Худди шуниңға охшаш, биз Йәһваниң күни башлинидиған күнни вә саатни билмәймиз. Шундақтиму, шуниңға ишинимизки, шу күн чоқум келиду вә Худаниң рәзил адәмләр үстидин чиқиридиған һөкүми туюқсиз болиду, улар буниңдин қечип қутулалмайду.
5. Қайси җәһәттин чоң балаю апәт таңниң етишиға охшайду?
5 Таңниң атқиниға охшайду. Үчинчи мисални кәлтүрүп, әлчи Паул йәнә оғриларниң кечидә оғрилиқ қилиши һәққидә тилға алған. Амма бу қетим Паул Йәһваниң күнини таңниң етиши билән селиштурған (Сал. 1-х. 5:4). Кечидә кәлгән оғрилар бәк алдираш болуп кәткәчкә, вақитниң қандақ тез өтүп кәткәнлигигә диққәт қилмайду. Йеңи күнниң йоруғи уларни туюқсиз ашкарилиши мүмкин. Худди шуниңдәк, чоң балаю апәтму Худа өч көридиған ишларни қилидиғанларни оғрилардәк ашкарә қилиду. Уларға охшимайдиған йери, биз Йәһвани рәнҗитидиған иш-һәрикәтләрни рәт қилип, яхшилиқниң «һәрхил түрлирини, һәққанийлиқни вә һәқиқәтни» қоғлишиш арқилиқ тәйяр болалаймиз (Әфәс. 5:8—12). Кейин Паул бир-биригә бағлинишлиқ икки мисални ишлитип, қутқузулмайдиғанларни тәсвирлигән.
ЙӘҺВАНИҢ КҮНИДӘ КИМ ҚУТҚУЗУЛМАЙДУ?
6. Көпинчә кишиләр қайси мәнада ухлаватиду? (Салоникилиқларға 1-хәт 5:6, 7)
6 «Ухлаватқанлар» (Салоникилиқларға 1-хәт 5:6, 7ни оқуң). Паул Йәһваниң күнидә аман қалмайдиған кишиләрни ухлап ятқан кишиләр билән селиштурған. Улар әтрапида немә иш болуватқанлиғи вә вақитниң қандақ өтүватқанлиғидин хәвәрсиз. Шуңлашқа улар қандақ муһим иш йүз бериватқанлиғини вә униңға қандақ инкас қайтурушни билмәйду. Бүгүнки күндә көпинчә кишиләр роһий җәһәттин ухлаватиду (Рим. 11:8). Улар ахир заманда яшаватқанлиғимиз вә чоң балаю апәт пат йеқинда келидиғанлиғи тоғрисидики дәлил-испатларға пәрва қилмайду. Дунияда йүз бериватқан чоң вақиәләр бәзиләрни роһий җәһәттики уйқидин ойғитип, уларни Падишалиқ һәққидики хуш хәвәргә азирақ болсиму қизиқиш көрситишкә дәвәт қилиши мүмкин. Амма көп сандики кишиләр сәгәк турушниң орниға ухлаватиду. Һәтта һөкүм күнигә ишәнгән бәзи кишиләрму шу күн һазир техи кәлмәйду дәп ойлайду (Пет. 2-х. 3:3, 4). Бирақ биз үчүн сәгәк туруш күндин-күнгә муһим болуватиду.
7. Худаниң ғәзивигә учрайдиғанлар қайси мәнада мәс кишиләргә охшайду?
7 «Ичидиғанлар». Әлчи Паул Худаниң ғәзивигә учрайдиғанларни мәс кишиләргә охшатқан. Һарақ ичип мәс жүридиған кишиләр әтрапида болуватқан ишларға аста инкас қайтуриду вә начар қарарларни чиқириду. Худди шуниңға охшаш, рәзил кишиләр Худаниң агаһландурушиға инкас қайтурмайду. Улар һалакәткә йетәкләйдиған йолни таллайду. Амма Мәсиһ әгәшкүчилири өз һошиярлиғини сақлап, сәгәк туруши керәк (Сал. 1-х. 5:6). Бир Муқәддәс китап тәтқиқатчиси сәгәк турушни «ишларни мөлчәрләп һөкүм қилалайдиған вә тоғра қарар чиқиралайдиған тинч-хатирҗәм вә муқим роһий кәйпият» дәп тәсвирлигән. Немә үчүн биз чоқум тинч-хатирҗәм вә муқим роһий кәйпиятта болушимиз керәк? Чүнки биз бүгүнки күндики сәясий вә иҗтимаий мәсилиләргә арилишип қалмаслиғимиз керәк. Йәһваниң күни йеқинлашқансири, бу мәсилиләрдә бир тәрәпни таллаш бесими күчийиду. Шундақтиму, биз қандақ инкас қайтуруш тоғрилиқ ғәм-әндишә қилмаслиғимиз керәк. Худаниң муқәддәс роһи бизниң тинч-хатирҗәм вә муқим роһий кәйпиятни сақлап, дана қарарларни чиқиришимизға ярдәм берәләйду (Луқа 12:11, 12).
ЙӘҺВАНИҢ КҮНИГӘ ТӘЙЯРЛИНИШ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛАЛАЙМИЗ?
8. Салоникилиқларға 1-хәт 5:8-айәттә Паул ишләткән селиштурушлар сәгәк вә һошияр турушимизға қандақ ярдәм бериду? (Рәсимгиму қараң.)
8 Савут вә дубулғини кийиң. Паул бизни һошияр туруп, җәңгә тәйяр болуш үчүн кийингән әскәрләр билән селиштурған (Салоникилиқларға 1-хәт 5:8ни оқуң). Вәзиписини өтүватқан әскәр һәр вақит җәңгә тәйяр туруши керәк. Худди шуниңға охшаш, бизму етиқат билән сөйгү-муһәббәтниң савутини вә үмүтниң дубулғисини кийиш арқилиқ Йәһваниң күнигә тәйяр туралаймиз. Бу пәзиләтләр бизгә көп ярдәм берәләйду.
9. Етиқадимиз бизни қандақ қоғдайду?
9 Савут әскәрниң жүригини қоғдиған. Иман вә сөйгү-муһәббәт көчмә мәнадики қәлбимизни қоғдайду. Улар Худаға хизмәт қилишимиз вә давамлиқ Әйсаға әгишип меңишимизға ярдәм бериду. Иман-етиқади бар киши «Йәһва пүтүн қәлби билән Уни издигәнләрни» мукапатлайдиғанлиғидин гуманланмайду (Ибр. 11:6). Һәтта қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришкә тоғра кәлгәндиму, етиқат бизни Йолбашчимиз Әйсаға садиқ қелишқа үндәйду. Бүгүнки күндә зиянкәшликкә яки ихтисадий қийинчилиқларға қаримай, садақәтмәнлигини сақлашқа тиришиватқан қериндашлиримизни үлгә қилип, һаятимиздики түрлүк синақларға қарши туруш үчүн иман-етиқадимизни күчәйтәләймиз. Падишалиқ ишлирини һаятида биринчи орунға қоюш үчүн аддий-саддә турмуш кәчүриватқан қериндашларни үлгә қилиш арқилиқ байлиқ қоғлишишниң тузиғидин сақлиналаймиз b.
10. Худани вә инсанларни сөйүш чидамчан болушимизға қандақ ярдәм бериду?
10 Сәгәк туруп һошиярлиғимизни сақлашта муһәббәт интайин муһим (Мәт. 22:37—39). Худаға болған сөйгүмиз һәрқандақ қийинчилиқларға қаримай, давамлиқ чидамчанлиқ билән вәз қилишимизға ярдәм бериду (Тим. 2-х. 1:7, 8). Йәһваға хизмәт қилмайдиғанларғиму сөйгү-муһәббитимизни көрситиш үчүн өзүмиз яшаватқан җайлардики адәмләргә вәз қилимиз. Һәтта телефон қилиш вә хәт йезиш арқилиқ гувалиқ беримиз. Һаман бир күни кишиләрниң өзгирип, тоғра йолда меңишни башлайдиғанлиғидин үмүт үзмәймиз (Әзәк. 18:27, 28).
11. Қериндашларға болған сөйгү-муһәббәт бизгә қандақ ярдәм бериду? (Салоникилиқларға 1-хәт 5:11)
11 Биз башқиларни вә етиқатчи қериндашлиримизни сөйүмиз. Сөйгүмизни көрситиш үчүн «бир-бириңларға тәсәлли бериңлар вә бир-бириңларни мустәһкәмләңлар» дегән нәсиһәткә әмәл қилишқа тиришимиз (Салоникилиқларға 1-хәт 5:11ни оқуң). Җәңдә мүрини-мүригә тирәп, уруш қилған әскәрләргә охшаш, бир-биримизгә тәсәлли беримиз. Әлвәттә, бир әскәр шиддәтлик җәңдә еһтиятсизлиқтин сәпдишини яриландуруп қоюши мүмкин. Амма у һәргизму қәстән қилмайду. Бизму һәргиз қериндашлиримизни билип туруп қәстән рәнҗитмәймиз. Яки бизни рәнҗиткини үчүн қериндишимизни рәнҗитмәймиз (Сал. 1-х. 5:13, 15). Биз йәнә җамаәткә йетәкчилик қиливатқан ақсақалларни һөрмәтләш арқилиқ сөйгү-муһәббитимизни нәмаян қилимиз (Сал. 1-х. 5:12). Әлчи Паул бу хетини язғанда Салоникидики җамаәтниң қурулғиниға техи бир жил болмиған еди. Шу тәйинлигән бурадәрләр тәҗрибисиз вә хаталиқ өткүзгән болуши мүмкин. Шундақтиму, улар һөрмәтләшкә әрзигән. Чоң балаю апәт йеқинлашқансири, йәрлик ақсақалларниң көрсәтмилиригә техиму муһтаҗ болушимиз мүмкин. Дуниявий баш идарә яки йәрлик Бәйтәл билән алақимиз үзүлиши мүмкин. Шуңлашқа һазир ақсақалларни яхши көрүшни вә һөрмәт қилишни үгинишимиз керәк. Мәйли қандақ иш йүз бериштин қәтъийнәзәр, һошиярлиғимизни сақлайли. Ақсақалларниң камчилиқлириға әмәс, бәлки Йәһваниң әшу садақәтмән әрләрни Мәсиһ арқилиқ йетәкләватқанлиғиға диққәт ағдурайли.
12. Үмүтимиз ой-пикримизни қандақ қоғдайду?
12 Худди дубулға әскәрниң бешини қоғдиғандәк, қутқузулуш үмүти бизниң ой-пикримизни қоғдайду. Үмүтимиз күчлүк болса, бу дуния вәдә қилидиған нәрсиләрниң әрзимәс екәнлигини тонуп йетимиз (Флп. 3:8). Үмүтимиз тинч-хатирҗәм вә муқим роһий кәйпиятни сақлишимизға ярдәм бериду. Африкида хизмәт қиливатқан Уоллес вә Лоринда шундақ һәқиқәтни баштин кәчүргән. Үч һәптә ичидә һәр иккилисиниң бириниң аписи, бириниң дадиси өлүп кәткән. COVID-19 тарқилишчан вируси сәвәплик улар жутиға қайтип аилисидикиләр билән җәм болалмиған. Уоллес мундақ язған: «Қайта тирилиш үмүти уларниң бу дунияниң ахирқи күнлиридики һалитини әмәс, бәлки йеңи дунияниң дәсләпки күнлиридики һалитини ойлишимға ярдәм бериду. Қайғу-һәсрәт яки йеқинидин айрилиш һис-туйғуси билән күрәш қилғинимда, бу үмүт маңа тинч-хатирҗәмлик бериду».
13. Муқәддәс роһқа еришиш үчүн немә қилалаймиз?
13 «Роһниң ялқунини өчәрмәңлар» (Сал. 1-х. 5:19). Әлчи Паул муқәддәс роһни қәлбимиздики от билән селиштурған. Биздә Худаниң роһи болғандила, тоғра ишларни қилиш қизғинлиғимиз оттәк ялқунлап, Йәһва үчүн хизмәт қилишқа җан көйдүримиз (Рим. 12:11). Муқәддәс роһқа еришиш үчүн немә қилалаймиз? Биз дуа қилалаймиз, Худа Сөзини тәтқиқ қилип үгинәләймиз вә Униң роһи йетәкләватқан тәшкилат билән йеқин мунасивәттә болалаймиз. Шундақ қилиш роһниң мевисини йетилдүрүшимизгә ярдәм бериду (Гал. 5:22, 23).
14. Худаниң роһиға давамлиқ еришиш үчүн чоқум немидин сақлинишимиз керәк? (Рәсимгиму қараң.)
14 Худа бизгә муқәддәс роһини бәргәндин кейин, биз чоқум роһниң ялқунлуқ отини өчүрмәслик үчүн еһтиятчан болушимиз керәк. Худа Өз роһини пәқәт пак ой-пикир вә пак иш-һәрикәттә болғанларға бериду. Әгәр напак ой-пикирдә болуп, униңға әгишип иш қилсақ, У Өз роһини давамлиқ бизгә бәрмәйду (Сал. 1-х. 4:7, 8). Давамлиқ муқәддәс роһқа еришиш үчүн, биз чоқум бәшарәтләргә бепәрвалиқ қилмаңлар дегән нәсиһәткә қулақ селишимиз керәк (Сал. 1-х. 5:20). Бу айәттики «бәшарәтләр» дегән сөз Йәһва муқәддәс роһи арқилиқ «Йәһваниң күни» вә җиддий бир заманда яшаватқанлиғимиз һәққидә бәргән хәвәрни билдүриду. Йәһваниң күни, йәни Армагедонни бу өмримиздә көрмәймиз дәп ойлимаймиз. Әксичә, дайим уни әстә сақлаймиз, йәни һәр күни иш-һәрикитимиздә пак болуп, муқәддәс жүрүш-турушимизни сақлаш арқилиқ давамлиқ алдираш болимиз (Пет. 2-х. 3:11, 12).
«ҺӘММӘ НӘРСИГӘ КӨЗ ЙӘТКҮЗҮҢЛАР»
15. Натоғра хәвәр яки җин-шәйтанларниң тәшвиқатлириға алдинип қелиштин қандақ сақлиналаймиз? (Салоникилиқларға 1-хәт 5:21)
15 Йеқин келәчәктә Худаниң дүшмәнлири «течлиқ вә бехәтәрлик!» дәп җакалайду (Сал. 1-х. 5:3). Җин-шәйтанларниң тәшвиқатлири йәр йүзини толтуруп, көплигән адәмләрни аздуриду (Вәһ. 16:13, 14). Бизчу? Әгәр «һәммә нәрсигә көз йәткүзсәк» алдинип қалмаймиз (Салоникилиқларға 1-хәт 5:21ни оқуң). «Көз йәткүзүш» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи һәрдайим қиммәтлик металларни тәкшүрүшкә қарита қоллинилған. Шуңлашқа, биз аңлиған яки оқуған нәрсиләрниң тоғра-хаталиғини тәкшүрүп көрүшимиз керәк. Бундақ қилиш Салоникидики етиқатчилар үчүн интайин муһим болған. Чоң балаю апәт йеқинлашқансири, бундақ қилиш биз үчүнму интайин муһим болуватиду. Башқиларниң гәп-сөзлиригә саддилиқ қилип қулақ селишниң орниға, тәпәккүр қилиш иқтидаримизни ишлитип, оқуған яки аңлиғанлиримизни Муқәддәс китап вә Йәһваниң тәшкилатиниң ейтқанлири билән селиштурушимиз керәк. Шу арқилиқ җин-шәйтанларниң тәшвиқатлири яки һийлә-микирлиригә алданмаймиз (Пәнд н. 14:15; Тим. 1-х. 4:1).
16. Биздә қандақ үмүт бар? Немә қилишқа қәтъий бәл бағлидуқ?
16 Биз, Худаниң хизмәтчилири, бир топ сүпитидә чоң балаю апәттә аман қалимиз (Яқуп 4:14). Бирақ шәхсән һәрбиримизгә әтә немә болидиғанлиғини билмәймиз. Мәйли чоң балаю апәттә һаят болайли яки униңдин бурун өлүп кетәйли, әгәр садақәтмәнлигимизни сақлисақ, мәңгүлүк һаятлиқ мукапатиға еришимиз. Майланған етиқатчилар асманда Әйса Мәсиһ билән биллә болиду. Башқа қойлар йәр йүзидики җәннәттә болиду. Һәммимиз диққитимизни әҗайип үмүтимизгә қаритип, Йәһваниң күнигә тәйяр турайли.
49-НАХША Йәһва — бизниң панагаһимиз
a Салоникилиқларға 1-хәт 5-бапта бир қатар мисаллар вә селиштурушлар бар. Улар бизгә Йәһваниң келәчәктики күни һәққидә тәлим бериду. «Йәһваниң күни» дегән немә? У қандақ келиду? Ким қутқузулиду вә ким қутқузулмайду? Биз у күнгә қандақ тәйярлиналаймиз? Биз әлчи Паулниң сөзлирини тәтқиқ қилип, бу соалларға җавап беримиз.
b «Улар тәйярлиқ роһини көрсәткән» (рус) намлиқ бир қатар мақалиләрни көрүң.