«Күзитиш мунаридики» қошумчә мақалиләр
Көплигән қериндашлар «JW Library®» программисини қоллинип, жиғилишларға тәйярлиқ қилиду. Улар бу программиниң «Күзитиш мунаридики» тәтқиқ мақалилирини оқушқа қолайлиқ яратқанлиғиға миннәтдар. Бирақ «Күзитиш мунари» тәтқиқ нәширидә йәнә роһий озуқлуқларни өз ичигә алған қошумчә мақалиләрму бар. «JW Library» программисидин шу мақалиләрни тепип пайдилиниш үчүн немә қилалайсиз?
Һәрбир «Күзитиш мунари» тәтқиқ нәшириниң ахирида «Қошумчә мақалиләр» дегән мавзу бар. Бу мавзуниң астидики «Бу сандики башқа мақалиләр» дегән улинишқа бесиң, мундәриҗидин һәрбир тәтқиқ мақалисиниң нами вә номерини көрәләйсиз. Оқумақчи болған мақалиниң намиға бесиң.
«JW Library» программисиниң баш бетидики «Йеңидин чиққан нәширләр» дегән сәһипидин «Күзитиш мунариниң» йеңи санини көчиривелиң. Көчиривалған «Күзитиш мунариниң» мундәриҗисини ечип көрүң вә һәрбир мақалини оқуп чиқиш үчүн тиришиң.