Оқурмәнләрниң соаллири
Әйса туғулғандин кейин, Йүсүп билән Мәрийәм немишкә Насирәгә қайтмай, Бәйтләһәмдә қалди?
▪ Муқәддәс китап сәвәвини тилға алмиған болсиму, уларниң Бәйтләһәмдә қелишини таллишиға тәсир көрсәткән қизиқарлиқ тәпсилатларни ашкарилайду.
Бир пәриштә Мәрийәмгә униң һамилдар болуп, бир оғул туғидиғанлиғини ейтқан. Пәриштә бу хәвәрни йәткүзгәндә, Мәрийәм билән Йүсүп Җәлилийә өлкисидики Йүсүпниң жути Насирәдә туратти (Луқа 1:26—31; 2:4). Кейин улар Мисирдин қайтип кәлгәндә, Насирәгә қайтқан. Әйса шу йәрдә чоң болуп, насирәлик болған (Мәт. 2:19—23). Шуңа, биз Әйса, Йүсүп вә Мәрийәм тилға елинғанда, Насирә һәққидә ойлаймиз.
Мәрийәмниң Йәһудийәдә яшайдиған Елизабет исимлиқ бир туққини бар еди. У Зәкәрия исимлиқ роһанийниң аяли болуп, чөмдүргүчи Йәһияниң аниси болған (Луқа 1:5, 9, 13, 36). Мәрийәм Елизабетни йоқлап берип, униң билән Йәһудийәдә үч ай турған. Кейин, Мәрийәм Насирәгә қайтип кәлгән (Луқа 1:39, 40, 56). Демәк, Йәһудийә зимини Мәрийәмгә хелила тонушлуқ еди.
Кейин, Йүсүп «ройхәттин өтүш» пәрманиға бойсунуш үчүн Насирәдин Бәйтләһәмгә барған. «Давутниң шәһири» болуп, Мәсиһниң туғулуши бәшарәттә алдин ейтилғандәк, Мәсиһ бу җайда туғулуши керәк еди (Луқа 2:3, 4; Сам. 1-яз. 17:15; 20:6; Мика 5:2). Әйса шу йәрдә туғулғандин кейин, Йүсүп билән Мәрийәм әндила туғулған бовақни елип, узун йол жүрүп, Насирәгә қайтишниң орниға, Бәйтләһәмдә қалған. Йерусалим билән Бәйтләһәмниң арилиғи 9 километр еди. Шуңа, уларниң бовақни ибадәтханиға елип берип, Тәврат қанунида бәлгүләнгән қурбанлиқни сунуши қолайлиқ болатти (Лав. 12:2, 6—8; Луқа 2:22—24).
Худаниң пәриштиси илгири Мәрийәмгә, оғли «Давутниң тәхтини» мирас елип, падиша сүпитидә «һакимдарлиқ қилиду» дәп ейтқан еди. Шуңа, Йүсүп билән Мәрийәм Әйсаниң Давутниң жутида чоң болушиниң муһимлиғини көрүп йәткән болуши мүмкин (Луқа 1:32, 33; 2:11, 17). Бәлким, улар давамлиқ бу йәрдә қелип, Худаниң уларға йәнә немә қилишни ейтип, көрсәтмә беришини күткән.
Бәзи мунәҗҗимләр Бәйтләһәмгә кәлгәндә, Йүсүп вә Мәрийәм у йәрдә қанчилик турғанлиғини билмәймиз. Амма улар кәлгәндә, бу бир аилә кишилири бир өйдә туратти. Әйса бовақ әмәс, бәлки аллиқачан кичик бала еди (Мәт. 2:11). Қаримаққа, улар Насирәгә қайтишниң орниға, Бәйтләһәмдә узунирақ туруп қалған.
Һирод буйруқ чүшүрүп, Бәйтләһәмдики икки яш вә униңдин төвән яштики барлиқ оғул балиларни өлтүрмәкчи болған (Мәт. 2:16). Йүсүп билән Мәрийәм Худадин кәлгән агаһландурушқа қулақ селип, балини Мисирға елип қачқан вә Һирод өлгүчә шу йәрдә яшиған. Бирақ, Мисирдин қайтқанда, улар немә үчүн Бәйтләһәмгә қайтип бармиған? Шу чағда, Һиродниң залим оғли Архелай Йәһудийәдә һөкүмранлиқ қиливататти. Униңдин башқа, Худа Йүсүпни у йәргә қайтмаслиққа агаһландурған еди. Шуңа, Йүсүп аилисидикиләрни елип, Насирәгә барған. У йәр Әйсани тәрбийиләп өстүрүш, йәни униңға һәқ Худаға ибадәт қилишни үгитиш үчүн техиму бехәтәр җай еди (Мәт. 2:19—22; 13:55; Луқа 2:39, 52).
Ениқки, Әйса җенини пида қилип, төләм берип, кишиләрниң асманға тирилишигә йол ечиштин авал, Йүсүп өлүп кәткән. Шуңа, Йүсүп йәр йүзидә тирилиду. Нурғун кишиләр униң билән көрүшүп, Әйса туғулғандин кейин немә үчүн уларниң Бәйтләһәмдә қалғанлиғи һәққидә көпирәк тәпсилатларни сорап биләләйду.