Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘРҖИМИҺАЛ

«Йәһваға хизмәт қилғум кәлди»

«Йәһваға хизмәт қилғум кәлди»

БИЗ Суринамниң ямғурлуқ орманлири ичигә җайлашқан Гранбори йезисини зиярәт қилип барған едуқ. У җайдики кичик бир топ кишиләр билән хошлашқандин кейин биз бир кемигә олтирип, Тапанахони дәриясида үзүп кәттуқ. Кейинирәк тейиз дәрия еқинлиридин өткәндә, кемә мотори чақпилиғи ташқа урулди. Кемимиз суға чөкүп кәтти. Бизму суға чүшүп кәттуқ. Жүригим гүпилдәп соқуп кәтти. Мән районға җавапкар ақсақал сүпитидә нурғун жиллар кемидә көп қетим сәпәр қилған болсамму, су үзүшни билмәттим!

Давамлиқ немә болғанлиғини ейтип бериштин бурун толуқ вақитлиқ хизмитимни қандақ башлиғанлиғимни ейтип берәй.

Мән 1942-жили Кариб деңизидики гөзәл араллардин бири Кюрасаода туғулдум. Дадам әсли Суринамдин еди. Бирақ у бу аралда ишләш үчүн көчүп барған еди. Дадам мән туғулуштин икки жил бурун Йәһва гувачиси a болған. У Кюрасаода биринчи суға чөмдүрүлгән Йәһва гувачилиридин бири еди. Биз дайим үгинишни халимисақму, у һәр һәптә биз билән Муқәддәс китапни үгәнгән. Мән 14 яшқа киргәндә, дадам яшинип қалған аписиға қараш үчүн аилимиз билән Суринамға көчүп кәттуқ.

ЯХШИ ДОСТЛАРНИҢ ЯРДИМИ

Суринамда мән Йәһваға чин жүрәктин хизмәт қиливатқан җамаәттики яшлар билән арилишишқа башлидим. Улар мәндин бирнәччә яш чоң еди вә пионер болуп хизмәт қилатти. Улар хизмәттә болған вақиәләр тоғрилиқ ейтип бәргәндә, көзлири хошаллиққа толатти. Җамаәт учришишлиридин кейин достлирим билән бәзидә талада юлтузлуқ асманларға қарап, роһий мавзулар тоғрилиқ параңлишип олтираттуқ. Шу достлирим һаятимни қандақ өткүзүшни тонуп йетишимгә ярдәм бәрди. Мениң Йәһваға хизмәт қилғум кәлди. Шуниң билән 16 йешимда суға чөмдүрүлдүм. Кейинирәк 18 яшта пионерлиқ хизмитимни башлидим.

МУҺИМ САВАҚ АЛДИМ

Парамарибода пионер болған вақит

Пионер болуп хизмәт қилип жүргәндә көп нәрсиләрни үгәндим. Бу маңа толуқ вақитлиқ хизмитимдә көп ярдәм бәрди. Мәсилән, башқиларға тәлим беришниң қанчилик муһим екәнлигини чүшәндим. Пионерлиқ хизмитимни башлиғанда, миссионер болуп хизмәт қилған Виллем ван Сейел b бурадәр мени өз қанити астиға алди. У маңа җамаәттики вәзипиләрни қандақ орунлаш керәклигини үгәтти. Шу вақитта көп нәрсиләрни үгинишим керәклигини чүшәнмәптимән. Кейинки жили мени мәхсус пионер сүпитидә тәйинлиди. Мән башқа җамаәтләрдин жирақ Суринам ямғурлуқ орманлири ичидики кичик топқа ярдәм беришкә башлидим. Өз вақтида Виллемдәк бурадәрләрниң бәргән тәлим-тәрбийилири үчүн көп миннәтдармән! Шу вақиттин башлап, уларни үлгә қилип, башқиларға тәлим беришкә тириштим.

Иккинчи үгәнгән муһим нәрсә, аддий һаят кәчүрүшниң әвзәллиги вә һәммә ишларни яхши планлаш. Һәр айниң бешида шеригим иккимиз кейинки бирнәччә һәптилик еһтияҗлиримизни, мәсилән, йемәк-ичмәк вә башқиму керәклик нәрсиләрни тәйярлап қояттуқ. Кейин иккимизниң бири пайтәхт шәһәргә узун сәпәр қилип, керәклик нәрсиләрниң һәммисини елип келәттуқ. Бир айлиқ пулимизни бир айға йәткүзүш үчүн һәммә чиқимларни санап, яхши план қурушимиз керәк еди. Биз ямғурлуқ орманда нәрсә-керәклиримиз түгәп қалса, санақлиқла кишиләр ярдәм берәләтти. Яш вақитта үгәнгән аддий һаят кәчүрүш һәммини алдин яхши планлаш һаятимда пүтүн диққитимни Йәһваниң хизмитигә ағдурушқа ярдәм бәрди.

Үчинчи үгәнгән нәрсә, адәмләргә ана тилида тәлим беришниң муһимлиғини чүшәндим. Суринамда мән нидерланд, инглиз, папьяменто вә сранантонго (униң башқа нами сранан) тиллирида сөзләп чоң болдум. Бирақ ямғурлуқ орманда кишиләргә ана тилида хуш хәвәрни йәткүзсәк, уларниң яхширақ тиңшайдиғанлиғини көрдүм. Мән үчүн сарамакан тилиға охшаш бәзи йәрлик тилларда сөзләш қийин болған еди. Чүнки улар жуқури-төвән аһаңларда сөзләтти. Бирақ мениң тиришчанлиғим бекарға кәтмиди. Жилларниң өтүшигә әгишип, уларниң ана тилида сөзләп, көп адәмләрниң һәқиқәтни билишигә ярдәм бәрдим.

Тил үгинип жүргәндә, хиҗаләт болуп қалған чағлар болған еди. Мәсилән, бир қетим сарамакан тилида сөзләйдиған Муқәддәс китапни үгинип жүргән аялниң қосиғи ағриватқан екән. Униңдин: «Һазир саламәтлигиңиз қандақ?»— дәп соримақчи болдум, амма, буниң орниға униңдин: «Сиз һамилдарму?»— дәп сораптимән. Шундақ, бу соалим уни хиҗил қилип қойған еди. Буниңдәк хаталиқларға қаримай, вәз хизмитидә дайим адәмләр билән уларниң ана тилида сөзлишишкә тиришаттим.

ҚОШУМЧӘ ВӘЗИПИЛӘРНИ ҚИЛАТТИМ

1970-жили мән районға җавапкар ақсақал болдум. Шу жили мән ямғурлуқ орманлардики кичик топларға берип, «Йәһва гувачилириниң Баш идарисини зиярәт қилиш» программисини тонуштурдум. Уларниң қешиға йетип бериш үчүн, биз бурадәрләр билән ямғурлуқ орманлардики дәрияларда узун непиз яғач кемә билән сәпәр қилаттуқ. Кемимиздә генератор, бензин, май чирақлар вә сүрәтләрни көрситишкә ярдәм беридиған үскүнә-җабдуқлар бар еди. Көзлигән йәргә йәткәндә барлиқ нәрсиләрни сүрәтләрни көрситидиған җайға апираттуқ. Әшу сәпәрләрни әслисәм, жирақта яшайдиған шу адәмләрниң бу программини шунчилик яхши көргәнлиги есимдин чиқмайду. Мән башқиларниң Йәһва Худа вә Униң йәр йүзидики тәшкилати һәққидә үгинишигә ярдәм бәргинимдин интайин хошал едим. Йәһваниң хизмитини қилиш үчүн бәргән қурбанлиқларға қариғанда, еришкән бәрикәтлирим техиму көпирәк болди.

ҮЧ ҚАТ АҒАМЧИНИ ӨРҮШ

1971-жил, сентябрьда Этель иккимиз той қилдуқ

Бойдақ яшашниң хизмитим үчүн яхши екәнлигини чүшәнсәмму, өмүрлүк һәмраға муһтаҗ екәнлигимни һис қилдим. Шуңа Йәһваға дуа қилип, ямғурлуқ орманда маңа һәмра болуп, хошаллиқ билән хизмәт қилишқа тәйяр болидиған аялни соридим. Тәхминән бир жилдин кейин Этель исимлиқ мәхсус пионер қериндаш билән учришип жүрдүм. У қурбанлиқларни беришкә тәйяр еди. У кичигидин әлчи Паулға һәвәс қилип, уни үлгә қилип, вәз хизмитини пүтүн вуҗуди билән қилишни халиған еди. Биз 1971-жили сентябрь ейида той қилип, әр-аял сүпитидә җамаәтләрни зиярәт қилишқа башлидуқ.

Этель анчә бай әмәс аилидә чоң болған еди. Шуңа у ямғурлуқ орманда җамаәтләрни зиярәт қилишқа чапсан көнүп кәтти. Мәсилән, ямғурлуқ орманға беришқа тәйярлиқ қилғанда, биз көп нәрсиләрни алматтуқ. Кийим-кечәкләрни дәрияда жуяттуқ, өзүмизму шу йәрдә жуюнаттуқ. Йәнә өй егилири меһмандостлуқ көрситип, тамақларни тәйярлиса, таллимай һәммини йәверәттуқ. Улар адәттә орманлардин овлиған кәсләнчүкләр, дәриялардин тутқан өткүр чишлиқ гөшхор белиқларни пиширәтти. Тәхсиләр болмиғанда, банан йопурмақлирини қоллинаттуқ. Қошуқ болмиғанда, қолумиз билән йәттуқ. Биз Этель иккимиз Йәһваға хизмәт қилғанда, бирликтә қурбанлиқларни берип, мәһкәм үч қат өрүлгән ағамча кәби болуп кәттуқ (Вәз 4:12). Баштин өткүзгән шу әҗайип кәчүрмишләрни һечнемә билән селиштуралмаймиз!

Мән башта тилға алған вақиә ормандики жирақ бир җайдин қайтиш сәпиридә йүз бәргән еди. Кемимиз шиддәтлик еқинға кирип кәткәндин кейин қисқиғинә вақитқа су астиға кирип кәтти. Бирақ тезла су йүзигә көтүрүлди. Худаға шүкүр суға чөктүрмәйдиған кийимләрни кийивалған едуқ, кемидин чүшүп кәтмидуқ. Бирақ кемә суға тошуп кәткән еди. Биз кемидики йемәкликләрни селивалған қачилардин тамақларни төкүветип, қуруқ қачилар билән кемидики суни чиқирип ташлидуқ.

Йемәкликлиримизни төкүвәткәч, дәрияни бойлап, белиқ тутушқа башлидуқ. Бирақ һечнемә туталмидуқ. Шуңа биз Йәһваға дуа қилип, шу күн үчүн тамағимизни беришни соридуқ. Дуа қилип болушимизға, бир бурадәр йоған бир белиқни тутувалди. Шу күни кәч биз бәш киши белиқ билән қосақ тойғузуп, хошал болдуқ.

ЙОЛДАШ, ДАДА ВӘ РАЙОНҒА ҖАВАПКАР АҚСАҚАЛ

Районға җавапкар ақсақал болуп, бәш жил хизмәт қилғандин кейин биз күтмигән бәрикәткә ериштуқ. Этель һамилдар болуп, биз әнди ата-ана болидиған болдуқ. Бу хәвәрни аңлап интайин хошал болдум, шундақтиму бу турмушимизға қандақ тәсир қилидиғанлиғини билмәттим. Этель иккимиз қолумиздин келишичә толуқ вақитлиқ хизмәтни давамлаштурушни халаттуқ. 1976-жили оғлимиз Этниел туғулди. Икки йерим жилдин кейин иккинчи оғлимиз Джованни туғулди.

Шәрқий Суринамдики Годо Холоға йеқин Тапанахони дәриясида суға чөмдүрүлүш, 1983-жил

Шу чағда Суринамда районға җавапкар ақсақалға еһтияҗ болғач, Бәйтәл комитети мени давамлиқ районға җавапкар ақсақал болуп хизмәт қилишқа тәйинлиди. Зиярәт хизмитиниму қилдуқ вә балилиримизниму тәрбийиләп чоң қилдуқ. Оғуллиримиз кичик вақитта пәқәт бирнәччә җамаәтләрни зиярәт қилип жүрдүм. Адәттә айда бир-икки һәптә җамаәтни зиярәт қилсам, қалған вақитларда өз җамаитимиздә пионер болуп хизмәт қилаттим. Өйүмизгә йеқин җамаәтләрни зиярәт қилғанда, биз аилә билән бараттуқ. Бирақ ямғурлуқ орманлардики җамаәтләргә вә конгрессларға өзүм ялғуз бараттим.

Районға җавапкар ақсақал болуп, жирақ җайлардики җамаәтләрни зиярәт қилип жүргәндә кемә билән сәпәр қилаттим

Барлиқ мәсъулийәтлиримни орунлаш үчүн яхши план түзишим керәк еди. Һәр һәптидә аиләвий үгиниш өткүзүшкә тириштим. Ямғурлуқ орманлардики җамаәтләргә барғанда, Этель өзи балилар билән үгинишни өткүзәтти. Мүмкинқәдәр ишларни биз бир аилә кишилири биллә қилаттуқ. Этель иккимиз балилар билән биллә көңүл ачаттуқ, оюнлар ойнаттуқ яки өйүмизниң әтрапидики җайларни айлинаттуқ. Җамаәттики тапшуруқларға тәйярлиқ қилғач, дайим кейинирәк ухлаттим. Этель Пәнд-нәсиһәтләр 31:15-айәттики аялға охшаш таң атмаста орнидин туратти. Балилиримиз мәктәпкә меңиштин авал, биз һәммимиз биллә нашта қилип, күндилик айәтни оқаттуқ. Худа тапшурған мәсъулийәтләрни ада қилишимға ярдәм беридиған пидакар аялимниң болғини үчүн Йәһваға чин қәлбимдин миннәтдармән!

Балилиримизниң Йәһва Худани вә вәз хизмитини яхши көрүшни үгиниши үчүн көп күч чиқардуқ. Биз уларниң толуқ вақитлиқ хизмәтни қилишини халаттуқ. Лекин улар буни биз халиғинимиз үчүн әмәс, бәлки өзлири ихтияр қилғини үчүн қилиши керәк еди. Биз дайим уларға толуқ вақитлиқ хизмәтниң көп хошаллиқ әкелидиғанлиғини ейтаттуқ. Қийинчилиқларни тилға елиштин өзүмизни қачурматтуқ, амма Йәһваниң бизгә қандақ ярдәм бериватқанлиғини вә аилимизни бәрикәтләватқанлиғини көпирәк тәкитләттуқ. Биз йәнә балилиримизниң Йәһвани биринчи орунға қойидиған қериндашлар билән вақит өткүзүп, достларни тутушиға пурсәт яритип берәттуқ.

Яратқучи Йәһва аиләмни беқиш үчүн керәклик һәммә нәрсини бәргән. Әлвәттә, мәнму өзүм қилишқа тегишлик ишларни қилишқа тириштим. Ямғурлуқ орманда бойдақ мәхсус пионер болуп хизмәт қилғанда, пулни қандақ планлиқ хәшләшни үгәнгән едим. Шундақ һаләттиму бәзидә керәк нәрсиләрни сетивелишқа пулимиз йәтмәй қалатти. Шундақ вақитларда Йәһваниң бизгә ярдәм қилғанлиғиға ишинимән. Мәсилән, 1980-жилниң ахирида вә 1990-жилниң бешида, Суринамда топилаң көтүрүлди. Шу жилларда, һәтта күндилик турмушқа керәклик нәрсиләрни тепиш қийин болған. Шундақтиму, Йәһва бизгә тәминләп бәрди (Мәт. 6:32).

ҺАЯТИМ ТОҒРИЛИҚ ОЙЛИСАМ...

Солдин оңға: аялим Этель иккимиз

Чоң оғлимиз Этниел аяли билән

Оғлимиз Джованни аяли билән

Өткән өмрүм һәққидә әслисәм, Йәһва һәрдайим бизгә ғәмхорлуқ қилип, хошаллиқ вә қанаәт тепишимизға ярдәм берип кәлгән. Биз үчүн балилиримиз чоң бәрикәт. Уларни Йәһвани сөйидиған кишиләр қилип тәрбийиләп йетиштүрәлигәнлигимиз үчүн интайин хошалмән. Уларниң толуқ вақитлиқ хизмәт қилишни таллишини халаттуқ. Этниел билән Джованни тәшкилатимизниң мәктәплиридә тәлим-тәрбийә алған, һазир болса, улар аяллири билән бирликтә Суринамдики Бәйтәлдә хизмәт қиливатиду.

Һазир Этель иккимиз яшинип қалған болсақму, мәхсус пионер болуп хизмәт қиливатимиз. Су үзүшни үгинишкә вақтим болмиди, бирақ пушайман қилмаймән. Кәйнимгә қарисам, яш чеғимда толуқ вақитлиқ хизмәтни қилишни таллиғиним әң дана қарар болған.

b Виллем ван Сейел бурадәрниң тәрҗимиһали «Ойғиниш!» журнали, 1999-жил, 8-октябрь санидики «Мән күткән нәрсидин артуқ болди» дегән мақалидә бар.