Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

45-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһва вәз хизмитимизгә қандақ ярдәм бериду?

Йәһва вәз хизмитимизгә қандақ ярдәм бериду?

«Улар... арилирида бир пәйғәмбәр болғанлиғини чоқум билип қелишиду» (ӘЗӘК. 2:5, ЙД).

47-НАХША «Хуш хәвәрни җакала»

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Немигә дуч келишимиз мүмкин вә немигә ишинәләймиз?

 БИЗ вәз хизмитимиздә қаршилиқларға дуч келишимиз мүмкин. Бәлким, келәчәктә техиму көп қаршилиққа дуч келимиз (Дан. 11:44; Тим. 2-х. 3:12; Вәһ. 16:21). Шундақтиму биз ярдәмгә муһтаҗ болғанда, Йәһваниң бизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишинәләймиз. Немә үчүн? Чүнки Йәһва хизмәтчилириниң өз вәзиписини орунлишиға һәрдайим ярдәм берип кәлгән. Мисал үчүн, Бабилға сүргүн қилинған йәһудийларға вәз қилған Әзәкиял пәйғәмбәрниң һаятидики бәзи иш-вақиәләрни көрүп бақайли.

2. Әзәкиял вәз қилған җайлардики кишиләрни Йәһва қандақ тәсвирлигән вә биз бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз? (Әзәкиял 2:3—6)

2 Әзәкиял вәз қилған җайларда қандақ кишиләр бар еди? Йәһва уларни үзи қелин, жүрәклири қетип кәткән, асий дәп тәсвирлигән. Улар худди тикәнләрдәк зиянлиқ вә чаянлардәк хәтәрлик еди. Шуңа Йәһва Худа бирнәччә қетим Әзәкиялға: «Улардин қорқма [КТ]»,— дегән (Әзәкиял 2:3—6ни оқуң). Әзәкиял вәз ейтиш вәзиписини орунлиған, чүнки 1) у Йәһва тәрипидин әвәтилгән, 2) Худаниң роһи уни күчләндүргән, 3) у Худа сөзи билән озуқланған. Бу үч ишни қилиш Әзәкиялға қандақ ярдәм бәргән? Бүгүнки күндә улар бизгә қандақ ярдәм бериду?

ӘЗӘКИЯЛ ЙӘҺВА ХУДА ТӘРИПИДИН ӘВӘТИЛГӘН

3. Бәлким қайси сөзләр Әзәкиялни күчләндүргән вә Әзәкиялни қоллайдиғанлиғиға Йәһва уни қандақ ишәндүргән?

3 Йәһва Худа Әзәкиялға: «Сени әвәтимән»,— дегән (Әзәк. 2:3, 4, КТ). Әшу сөзләр чоқум Әзәкиялни күчләндүргән. Немә үчүн? Шәк-шүбһисизки, у Йәһваниң Муса вә Йәшаяни пәйғәмбәрләр сүпитидә тәйинлигәндә, охшаш сөзләрни қилғанлиғини есигә алған (Чиқ. 3:10; Йәшая 6:8). Әзәкиял йәнә әшу икки пәйғәмбәрниң қийин вәзипиләрни орунлишиға Йәһваниң қандақ ярдәм бәргәнлигини биләтти. Шуңа Худа Әзәкиялға икки қетим: «Сени әвәтимән» дегәндә, Йәһваниң қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға униң ишинишигә йетәрлик сәвәви болған. Буниңдин башқа, Әзәкиял китавида: «Йәһваниң сөзи маңа кәлди»,— дегән сөзләрниң көп қетим учрайдиғанлиғини көримиз (Әзәк. 3:16, ЙД). Шуниңдәк йәнә, «Йәһваниң сөзи маңа йәнә кәлди»,— дегән баянлар қайта-қайта учрайду (Әзәк. 6:1, ЙД). Шәк-шүбһисизки, Әзәкиял өзиниң Йәһва тәрипидин әвәтилгәнлигигә ишәнгән. Әзәкиялниң дадиси бир роһаний болған. У бәлким, Әзәкиялға Худаниң һәрдайим Өз пәйғәмбәрлиригә ярдәм беримән дәп ейтқанлиғини үгәткән. Йәһва Худа Исһақ, Яқуп вә Йәрәмия пәйғәмбәрләргә: «Мән сениң билән»,— дегән сөзни қилған (Ярит. 26:24; 28:15; Йәр. 1:8).

4. Әзәкиялни қайси тәсәлли бәргүчи ой-пикирләр күчләндүргән?

4 Көп сандики исраиллар Әзәкиялниң сөзлиригә қандақ инкас қайтурған? Йәһва мундақ дегән: «Исраил җәмәти саңа қулақ салмайду, чүнки уларниң һечбири Маңа қулақ селишини халимайду» (Әзәк. 3:7, КТ). Әзәкиялни рәт қилиш арқилиқ кишиләр Йәһвани рәт қилған. Бу Әзәкиялниң мәғлуп болған бир пәйғәмбәр екәнлигини билдүрмигән. Чүнки Йәһваниң сөзлири пәйғәмбәрни буниңға ишәндүргән. Йәһва йәнә Әзәкиялни у йәткүзгән хәвәр әмәлгә ашқанда, кишиләр «арилирида бир пәйғәмбәр болғанлиғини чоқум билип» қалидиғанлиғиға ишәндүргән (Әзәк. 2:5, ЙД; 33:33). Шәк-шүбһисизки, әшу тәсәлли беридиған ой-пикирләр Әзәкиялниң өз вәзиписини орунлиши үчүн керәклик күч бәргән.

БҮГҮНКИ КҮНДӘ ЙӘҺВА ТӘРИПИДИН ӘВӘТИЛГӘНЛӘР

Бизму Әзәкиялға охшаш, бепәрвалиқ яки қаршилиққа дуч келишимиз мүмкин, лекин шуни билимизки, Йәһва биз билән биллә (5, 6-абзацларға қараң)

5. Йәшая 44:8-айәттики сөзләр бизгә қандақ күч вә җасарәт бериду?

5 Бизму Йәһва тәрипидин әвәтилгәнлигимизни билгәч, күч вә җасарәткә толумиз. У бизни «гувачилирим» дәп атап шан-шәрәпкә муйәссәр қилиду (Йәшая 43:10, КТ). Бу биз үчүн чоң шан-шәрәп! Худди Йәһва Худа Әзәкиялға: «Улардин қорқма»,— дегәндәк, бизгиму: «Қорқмаңлар [ЙД]»,— дәйду. Немә үчүн бизгә қарши чиққучилардин қорқмаслиғимиз керәк? Худди Әзәкиялға охшаш бизни Йәһва әвәткән вә У бизгә яр-йөләк болиду (Йәшая 44:8ни оқуң).

6. а) Йәһва қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға бизни қандақ ишәндүриду? ә) Немә бизгә тәсәлли вә күч бериду?

6 Йәһва бизгә яр-йөләк болидиғанлиғиға бизни ишәндүриду. Мәсилән, Йәһва илгири шундақ дегән: «Сән сулардин өткиниңдә, Мән сән билән биллә болимән. Дәриялардин өткиниңдә, улар сени ғәриқ қилмайду; cән отта меңип жүргиниңдә, сән көймәйсән; ялқунлар үстүңдә от алмайду» (Йәшая 43:2, КТ). Вәз хизмитигә қатнашқинимизда, биз бәзидә сулардәк долқунлиған тосқунлуқларға вә көйүп турған оттәк синақларға дуч келимиз. Һәтта шундақ болсиму, Йәһваниң ярдими билән биз давамлиқ вәз қилалаймиз (Йәшая 41:13). Худди Әзәкиялниң күнидикидәк, бүгүнки күндиму көпинчә кишиләр биз йәткүзгән хәвәрни рәт қилиду. Шуни әстин чиқармайлики, уларниң рәт қилиши һәргизму биз Йәһваниң мәғлуп болған Гувачиси екәнлигимизни билдүрмәйду. Биз давамлиқ Йәһваниң хәвирини садиқлиқ билән йәткүзгәндә, Униң хошал болидиғанлиғини билимиз. Бу бизгә тәсәлли вә күч бериду! Әлчи Паул мундақ дегән: «Һәрқайсиси өз мукапитини әмгигигә қарап алиду» (Кор. 1-х. 3:8; 4:1, 2). Узун мәзгил пионер болған қериндаш мундақ дәйду: «Йәһваниң тиришчанлиғимизни мукапатлайдиғанлиғини билиш мени шат-хорамлиққа чөмдүриду».

ХУДАНИҢ РОҺИ ӘЗӘКИЯЛҒА КҮЧ БӘРГӘН

Әзәкиял Йәһваниң асмандики һарвуси тоғрилиқ вәһий көргән. Бу уни Йәһваниң униңға тапшурған хизмәтни орунлишиға чоқум ярдәм беридиғанлиғиға ишәндүрди (7-абзациға қараң.)

7. Һәр қетим Әзәкиял көргән көрүнүш һәққидә чоңқур ойланғанда, бу униңға қандақ тәсир қилған? (Муқавидики рәсимгә қараң).

7 Әзәкиял Йәһваниң роһи қанчилик күч-қудрәтлик екәнлигини көргән. Әзәкиял әҗайип көрүнүштә муқәддәс роһниң пәриштиләргә вә асмандики ғайәт зор җәң һарвусиға қандақ ярдәм бәргәнлигини көргән (Әзәк. 1:20, 21). Әзәкиял буниңға қандақ инкас қайтурған? У немә иш йүз бәргәнлигини язған. «Буни көрүпла мән дүм жиқилдим». Әзәкиял һаяҗандин йәргә жиқилған (Әзәк. 1:28, КТ). Кейин Әзәкиял һәр қетим өзи көргән көрүнүш һәққидә ойланғанда, Худаниң роһи униңға өз вәзиписини орунлашқа ярдәм беридиғанлиғиға болған ишәнчиси күчәйгән.

8, 9. а) Худа Әзәкиялға орниңдин тур дәп буйруқ бәргәндә, немә иш йүз бәргән? ә) Вәз қилиш қийин җайда, Йәһва Худа Әзәкиялни күчләндүрүш үчүн йәнә немә қилған?

8 Йәһва Худа Әзәкиялға мундақ буйруқ қилған: «Инсан оғли, орниңдин дәс тур, вә Мән саңа сөз қилимән». У Әзәкиялға «орниңдин тур» дегәндә, Әзәкиял күчкә толған. Әзәкиял мундақ язған: «Роһ маңа кирип, мени дәс турғузди» (Әзәк. 2:1, 2, КТ). Кейинирәк у өз вәзиписини орунлаш давамида Худаниң «қоли», йәни муқәддәс роһи Әзәкиялни йетәклигән (Әзәк. 3:22; 8:1; 33:22; 37:1; 40:1, КТ). Худаниң муқәддәс роһи Әзәкиялни өз вәзиписини, йәни у вәз қилған җайлардики «җаһил вә таш жүрәк» кишиләргә вәз қилиш вәзиписини орунлашта күчләндүргән (Әзәк. 3:7, ЙД). Йәһва Әзәкиялға мундақ дегән: «Мән йүзүңни уларниң йүзлиригә қарши таштәк, вә сениң пешанәңни уларниң пешанлириға қарши таштәк қилдим. Бәрһәқ, сениң пешанәңни чақмақ тешидин қаттиқ, һәтта алмастәк қилдим. Улардин қорқма, вә улар түпәйлидин дәккә-дүккигә чүшмә» (Әзәк. 3:8, 9, КТ). Әмәлийәттә, Йәһва Әзәкиялға мундақ дегән: «Адәмләрниң җаһиллиғи сени үмүтсизләндүрмисун. Мән сени күчләндүримән».

9 Униңдин кейин Худаниң роһи Әзәкиялниң вәз хизмитини орунлишиға ярдәм бәргән. Әзәкиял мундақ язған: «Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумда күчлүк еди». Бу пәйғәмбәрниң өзи йәткүзидиған хәвәрни чүшинишигә вә өзиниң бу вәзипини орунлайдиғанлиғиға ишәнчисини турғузушиға бир һәптә вақит кәткән (Әзәк. 3:14, 15, КТ). Шуниңдин кейин Йәһва униңға түзләңликкә беришни ейтқан, шу йәрдә роһ униң ичигә киргән (Әзәк. 3:23, 24). Әзәкиял вәз хизмитини башлашқа тәйяр болған.

ХУДАНИҢ РОҺИ БҮГҮНКИ КҮНДӘ БИЗГӘ КҮЧ БЕРИДУ

Бүгүнки күндә бизгә хизмитимизни орунлишимизға немә ярдәм бериватиду? (10-абзацқа қараң)

10. Вәз хизмитини қилишимизға немә ярдәм бериду вә немә үчүн?

10 Вәз хизмитини қилишимиз үчүн бизгә немә ярдәм бериду? Бу соалға җавап бериш үчүн Әзәкиял пәйғәмбәргә немә иш болғанлиғиға диққәт қилип бақайли. У вәз қилишни рәсмий башлаштин бурун Худаниң роһи униңға еһтияҗлиқ күчни бәргән. Худди Әзәкиялниң вәзийитигә охшаш, бүгүнки күндә вәз хизмитини қилишимизға пәқәт Худаниң роһи ярдәм берәләйду. Немә үчүн? Чүнки вәз хизмитимизни тохтитиш үчүн Шәйтан бизгә қарши җәң қилиду (Вәһ. 12:17). Нурғун кишиләр «Шәйтан бәк күчлүк, биз униңға қарши җәң қилалмаймиз» дәп ойлайду. Бирақ биз гувалиқ бериш хизмитимиз арқилиқ Шәйтан үстидин ғәлибә қиливатимиз (Вәһ. 12:9—11). Буни қандақ қиливатимиз? Биз вәз хизмитигә қатнишиш арқилиқ Шәйтанниң тәһдидлиридин қорқмайдиғанлиғимизни көрситимиз. Һәр қетим вәз ейтқинимизда, Шәйтан бир қетим мәғлуп болиду. Ундақта Шәйтанниң қаршилиқлириға қаримай вәз ейтишини давамлаштуралиғанлиғимиздин қандақ хуласә чиқиришқа болиду? Хуласимиз шуки, муқәддәс роһ бизгә күч бериду вә биз Йәһваниң қобул қилишиға еришимиз (Мәт. 5:10—12; Пет. 1-х. 4:14).

11. Худаниң роһи биз үчүн немә қилиду? Биз униңға еришиш үчүн немә қилалаймиз?

11 Әзәкиялға вәз қилиш үчүн Йәһваниң күч бәргәнлиги һәққидә ойланғинимизда йәнә немиләрни үгинимиз? Муққәдәс роһ вәз хизмитимиздә дуч кәлгән һәрқандақ қийинчилиқларни йеңишимиз үчүн бизгә йетәрлик күч берәләйду (Кор. 2-х. 4:7—9). Ундақта, Худаниң муқәддәс роһиға давамлиқ еришәлишимиз үчүн немә қилалаймиз? Буниң үчүн биз һәрдайим дуа қилишимиз керәк. Әйса өз шагиртлириға мундақ тәлим бәргән: «Өтүнүшни давамлаштуруңлар, ... издәшни давамлаштуруңлар, ... тақилдитишни давамлаштуруңлар». Йәһва Өзидин сориғанларға муқәддәс роһини бериду (Луқа 11:9, 13; Әлч. 1:14; 2:4).

ӘЗӘКИЯЛ ХУДАНИҢ СӨЗИ БИЛӘН ОЗУҚЛАНҒАН

12. Әзәкиял 2:9—3:3 айәтләргә асасланғанда, орам язма қәйәрдин кәлгән вә униңда немә йезилған?

12 Худаниң роһи Әзәкиялға вәз қилиш үчүн җасарәт бәргән болса, Худаниң сөзлири уни озуқландуруп, униң етиқадини күчәйткән. Көрүнүштә Әзәкиял орам язмини тутуп турған бир қолни көргән (Әзәкиял 2:9—3:3ни оқуң). Бу орам язма қәйәрдин кәлгән? Униңда немә йезилған? У Әзәкиялни қандақ озуқландурған? Бирликтә көрүп бақайли. Бу орам язма Худаниң тәхтидин кәлгән. Йәһва бәлким Әзәкиял илгири көргән төрт пәриштиниң бирсини ишлитип бу язмни униңға бәргән (Әзәк. 1:8; 10:7, 20). Бу орам язмида Худаниң сөзлири, йәни сүргүндә жүргән исиянчи хәлиққә йәткүзилидиған һөкүм хәвири бар еди (Әзәк. 2:7). Әшу хәвәр шу язминиң ичи вә сиртиға йезилған.

13. Худа Әзәкиялни орам язмини немә қилишқа буйриған вә у немә үчүн татлиқ болған?

13 Йәһва Өз пәйғәмбиригә «бу орам язмини йегин вә қосуғуңни тойғузғин» дегән. Әзәкиял бу буйруққа итаәт қилип, пүтүн орам язмини толуқ йәвәткән. Көрүнүшниң бу қисми немини билдүриду? Әзәкиял өзи җакалайдиған хәвәрни толуқ чүшиниши зөрүр еди. У шу хәвәргә өзи ишиниши керәк еди, шундақ болғанда бу уни вәз қилишқа үндәтти. Андин кейин һәйран қаларлиқ бир иш йүз бәргән. Әзәкиял әшу язминиң «худди һәсәлдәк татлиқ» екәнлигини байқиған (Әзәк. 3:3, ЙД). Немә үчүн? Чүнки Әзәкиял үчүн Йәһваға вәкиллик қилиш шан-шәрипи интайин татлиқ яки хошал қиларлиқ кәчүрмиш болған (Зәб. 19:8—11). Йәһва Худаниң өзини пәйғәмбәр болушқа таллиғанлиғидин Әзәкиял миннәтдар болған еди.

14. Әзәкиялниң тапшурулған вәзипини орунлашқа тәйяр болушиға немә ярдәм бәргән?

14 Йәһва кейинәрәк Әзәкиялға мундақ дегән: «Һәммә сөзлиримни көңлүңгә пүкүп қойғин, уларни көңүл қоюп аңлиғин» (Әзәк. 3:10, КТ). Шундақ йол-йоруқ арқилиқ Худа Әзәкиялға язмиларда йезилған сөзләрни ядқа елип, у үстидә чоңқур ойлинишни ейтқан. Әзәкиял шундақ қилғинида, униң иман-етиқади техиму күчәйгән. У йәнә кишиләргә йәткүзидиған күчлүк хәвәрни бәргән (Әзәк. 3:11). Әзәкиял Худадин кәлгән хәвәрни толуқ чүшинип, униңға ишәнгәндә, тапшурулған вәзипини башлашқа вә ахирғичә толуқ орунлашқа тәйяр болған (Зәбур 19:14ни селиштуруң).

БҮГҮНКИ КҮНДӘ ХУДАНИҢ СӨЗИ БИЛӘН ОЗУҚЛИНИМИЗ

15. Вәз хизмитини ахирғичә давамлаштуруш үчүн немини қәлбимизгә йезивелишимиз керәк?

15 Вәз хизмитимизни ахирғичә тамамлаш үчүн биз Худаниң Сөзидин давамлиқ озуқлинишқа муһтаҗ. Худаниң бизгә қилған сөзлирини пүтүнләй қәлбимизгә йезивелишимиз керәк. Бүгүнки күндә Йәһва Өз Сөзи болған Муқәддәс китап арқилиқ бизгә сөзләйду. Худа Сөзиниң ой-пикиримизгә, һис-туйғулиримизға вә иш һәрикәтлиримизгә давамлиқ тәсир қилишиға қандақ көз йәткүзәләймиз?

16. Чоқум Худа Сөзини немә қилишимиз керәк вә уни қәлбимизгә қандақ сиңдүрәләймиз?

16 Худди биз йемәкликләрни йәп уларни һәзим қилип, җисманий җәһәттин озуқланғандәк, Худаниң Сөзини тәтқиқ қилип үгиниш вә униң үстидә чоңқур ойлиниш арқилиқ роһий җәһәттин озуқлиналаймиз. Орам язма һәққидики вақиәни әстин чиқармайли. Худаниң Сөзигә кәлсәк, Йәһва бизниң қосуғумизни Униң сөзи билән тойғузуп, уни һәзим қилишимизни халайду. Дуа қилиш, Муқәддәс китапни оқуш вә оқуғанлиримиз үстидә чоңқур ойлиниш арқилиқ шундақ қилалаймиз. Авал Худаниң көзқарашлирини қобул қилишқа қәлбимизни тәйярлаш үчүн дуа қилимиз. Кейин Муқәддәс китаптики бир үзүндини оқуймиз. Андин кейин бираз тохтап, оқуғанлиримиз үстидә чоңқур ойлинимиз. Буниң нәтиҗиси қандақ болиду? Қанчә көпирәк чоңқур ойланғансири, Худа Сөзини шунчә көпирәк һәзим қилимиз, йәни чүшинимиз. Бу иман-етиқадимизни күчәйтиду.

17. Муқәддәс китаптин оқуғанлиримиз үстидә чоңқур ойлиниш немә үчүн муһим?

17 Муқәддәс китапни оқуш вә униң үстидә чоңқур ойлиниш немә үчүн шунчә муһим? Чүнки бундақ қилиш бизниң һазир Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилишимизға вә келәчәктә һөкүм хәвирини җакалишимизға керәклик күчни бериду. Униңдин башқа, биз Йәһваниң есил пәзиләтлири һәққидә чоңқур ойланғинимизда, Униң билән болған мунасивитимиз техиму күчийиду. Нәтиҗидә, биз һәқиқий татлиқ яки хошал қиларлиқ көңүл хатирҗәмлиги вә қанаәткә еришимиз (Зәб. 119:103).

АХИРҒИЧӘ ВӘЗ ХИЗМИТИНИ ТАМАМЛАШҚА ТӘЙЯР БОЛУҢ

18. Районимиздики кишиләр немини етирап қилиши керәк вә немә үчүн?

18 Әлвәттә, биз Әзәкиялға охшаш пәйғәмбәр әмәс. Шундақтиму, биз Йәһваниң көңли қанаәт тапқичә, Униң Сөзлиридә йезилип сақланған хәвәрни вәз қилиш хизмити толуқ тамамланғичә давамлиқ вәз қилишни қарар қилдуқ. Һөкүм қилиш вақти кәлгәндә, биз вәз қиливатқан районлардики кишиләрниң һечқандақ бир агаһландурушни аңлимидуқ яки Худа бизгә көңүл бөлмиди дейишигә һечқандақ асаси болмайду (Әзәк. 3:19; 18:23). Әксичә, улар биз йәткүзгән хәвәрниң Худадин кәлгәнлигини етирап қилиши керәк.

19. Бизгә вәз қилишқа немә күч бериду?

19 Бизгә вәз қилиш вәзипимизни орунлаш үчүн немә күч бериду? Әзәкиялға ярдәм бәргән үч иш бизгиму ярдәм бериду. Биз давамлиқ вәз хизмитини давамлаштуримиз, чүнки биз Худа тәрипидин әвәтилгәнлигимизни, Худаниң муқәддәс роһи бизни күчләндүридиғанлиғини вә Худа Сөзи бизни озуқландуридиғанлиғини билимиз. Йәһваниң ярдими билән вәз қилиш хизмитини «ахирғичә» тамамлашқа тәйярмиз (Мәт. 24:13).

45-НАХША Алға бас!

a Әзәкиял пәйғәмбәрниң вәз хизмитини қилишиға ярдәм бәргән үч ишни көрүп өтүмиз. Биз Йәһваниң Әзәкиял пәйғәмбәргә қандақ ярдәм бәргинини көргинимиздә, Йәһваниң бизниңму вәз хизмитини қилишимизға ярдәм беридиғанлиғиға болған ишәнчимиз күчийиду.