Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

46-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһва хошаллиқ билән бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду

Йәһва хошаллиқ билән бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду

«Силәргә меһир-шәпқәт көрситимән дәп, Пәрвәрдигар күтиду; шуңа У силәргә рәһим қилимән дәп орнидин қозғилиду» (ЙӘШАЯ 30:18, КТ).

152-НАХША Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. а) Биз қайси соалларни муһакимә қилимиз? ә) Йәһва Худа бизгә ярдәм беришкә тәшна екәнлигини немә көрситиду?

 ЙӘҺВА ХУДА бизниң һаятимиздики түрлүк қийинчилиқларни йеңишимизгә вә хошаллиқ билән Униңға муқәддәс хизмәтни қилишимизға ярдәм берәләйду. У бизгә ярдәм бериш үчүн немиләрни қилиду? Йәһва тәминләйдиған ярдәмдин қандақ толуқ пайдилиналаймиз? Бу мақалидә мошу соалларға җавап тапимиз. Бирақ бу соалларға җавап тепиштин илгири, биз авал мону соал һәққидә ойлап бақайли: Йәһва һәқиқәтән бизгә ярдәм беришкә тәшнаму?

2 Әлчи Паулниң Ибранийларға язған хетидә қолланған бир сөзи бу соалға җавап тепишимизға ярдәм берәләйду. Паул мундақ дәп язған еди: «Йәһва — мениң Ярдәмчидур, қорқмаймән. Адәм балиси маңа немә қилалисун?» (Ибр. 13:6) Муқәддәс китапниң бир пайдилиниш изаһитидә мундақ дейилгән: «Бу айәттә ишлитилгән “ярдәмчи” дегән сөз ярдәм сорап ялвурған кишигә ярдәм беришкә алдириған адәмни көрситиду». Йәһваниң азап-оқубәт чекиватқан биригә ярдәм бериш үчүн алдириватқанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Мошу тәсвирләшниң Йәһваниң ярдәмчимиз болушқа тәшна екәнлигини тәкитләйдиғанлиғиға чоқум қошулисиз. Йәһва биз билән болса, синақлиримизға хошаллиқ билән бәрдашлиқ берәләймиз.

3. Йәһва қайси үч йол билән синақларға хошаллиқ билән бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду?

3 Синақларға хошаллиқ билән бәрдашлиқ беришимизгә Йәһва қайси бәзи йоллар билән ярдәм бериду? Бу соалға җавап бериш үчүн Йәшая китавидики бәзи үзүндиләрни оқуп бақайли. Немә үчүн? Чүнки Йәшая язған нурғун бәшарәтләр бүгүнки күндики Худа хизмәтчилиригиму мас келиду. Униңдин башқа, Йәшая дайим Йәһвани биз асан чүшинәләйдиған сөзләр билән тәсвирлигән. Мәсилән, Йәшая 30-бапни алайли. Бу йәрдә Йәшая Йәһва Худаниң Өз хәлқигә, йәни бизгә қандақ ярдәм беридиғанлиғини мейимиздә җанлиқ тәсвирләрни пәйдә қилидиған тил билән тәсвирлигән. 1) Дуалиримизға диққәт билән қулақ селип бизгә җавап бериду. 2) У бизгә йол-йоруқ бериду. 3) Һазир вә келәчәктә бизгә бәрикәт бериду. Ундақта һазир Йәһва бизгә ярдәм беридиған бу үч йолни тәпсилийрәк көрүп бақайли.

ЙӘҺВА БИЗНИ ТИҢШАЙДУ

4. а) Йәһва Худа Йәшая пәйғәмбәрниң заманидики исраилларни қандақ сөзләр билән тәсвирлигән вә У ахирида немә ишниң йүз беришигә йол қойған? ә) Йәһва садақәтмән хизмәтчилири үчүн қандақ үмүт бәргән? (Йәшая 30:18, 19)

4 Йәшая 30-бапниң башлинишида Йәһва Худа исраилларни гуна үстигә гуна өткүзидиған җаһил оғуллар дәп тәсвирлигән. У сөзни давамлаштуруп шундақ дегән: «Булар болса асий бир хәлиқ, ... Пәрвәрдигарниң Тәврат-тәрбийисини аңлашни халимайдиған оғуллардур» (Йәшая 30:1, 9, КТ). Йәшая пәйғәмбәр хәлиқ қулақ селишни рәт қилғини үчүн Йәһва уларниң азап-оқубәтләрни чекишигә йол қойидиғанлиғини бәшарәт қилған (Йәшая 30:5, 17; Йәр. 25:8—11). Улар һәқиқәтән бабиллиқлар тәрипидин әсиргә елинған. Шундақтиму исраиллар арисида бәзи садақәтмән кишиләр бар еди вә Йәшая уларға үмүт беридиған бир хәвәрни йәткүзгән. У Йәһваниң бир күни уларни Йерусалимға қайтуридиғанлиғини ейтқан (Йәшая 30:18, 19ни оқуң). Әшу бәшарәт һәқиқәтән әмәлгә ашқан. Йәһва уларни әсирликтин қутқузған. Бирақ улар дәрһал қутқузулмиған. «Йәһва силәргә илтипат көрситишни сәвир-тақәт билән күтиватиду» дегән сөзләр У садақәтмән хизмәтчилирини қутқузуштин авал мәлум бир вақит өтүши керәклигини көрситиду. Әмәлийәттә исраилларниң Йерусалимға қайтишиға рухсәт қилиништин бурун, улар Бабилда 70 жил әсирликтә болған (Йәшая 10:21; Йәр. 29:10). Хәлиқ өз жутиға қайтип кәлгәндин кейин, уларниң сүргүндә төккән қайғу-һәсрәт яшлириниң орнини шат-хорамлиқ яшлири алған.

5. Йәшая 30:19-айәттики сөзләр бизни немигә ишәндүриду?

5 Бүгүнки күндә биз «көтәргән наләңдә У Өзини саңа интайин шәпқәтлик көрситиду» дегән сөзләрдин тәсәлли алалаймиз (Йәшая 30:19, КТ). Йәшая Йәһва Худаниң илтиҗалиримизға қулақ селип, бизниң дуалиримизға дәрһал җавап қайтуридиғанлиғиға бизни ишәндүриду. У йәнә мундақ сөзләрни дегән: «У наләңни аңлисила, җавап бериду». Кишигә тәсәлли беридиған бу сөзләр асмандики Атимизниң Өзидин ярдәм сориғанларға ярдәм беришигә тәйяр екәнлигини есимизгә салиду. Буни билиш қийинчилиқлиримизға хошалиқ билән бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду.

6. Йәшаяниң сөзи Йәһва һәрбир хизмәтчисиниң дуасиға қулақ салидиғанлиғини қандақ көрситиду?

6 Мошу айәтләрдин дуалиримиз һәққидә немиләргә үгинәләймиз? Йәһва һәрбиримизниң дуасини диққәт билән тиңшайду. Немә үчүн буниңға ишинәләймиз? Йәшая 30-бапниң алдинқи бөлүгидә «силәр» дегән көплүк алмаш ишлитилгән. Чүнки Йәһва Өз хәлқини бир топ кишиләр сүпитидә тилға алған. Бирақ 19-айәттә «сән» дегән бирлик алмаш ишлитилгән. Демәк бу йәрдә шәхсән бир кишигә қарита сөз қилған. Йәшая мундақ сөзләрни язған: «У Өзини саңа интайин шәпқәтлик көрситиду», «У [сениң] наләңни аңлисила, җавап бериду». Меһир-муһәббәтлик Ата сүпитидә Йәһва Худа роһи чүшкән оғул яки қизидин «сән акилириң яки һәдилириңдәк күчлүк болушуң керәк» дәп тәләп қилмайду. Әксинчә, У һәрбиримизгә ғәмхорлуқ қилип, һәрбиримизниң дуасиға қулақ салиду (Зәб. 116:1; Йәшая 57:15).

Йәшаяниң «Униңға [Йәһваға] һеч арам бәрмәңлар» дегән сөзлири немини билдүриду? (7-абзацқа қараң)

7. Йәшая вә Әйса пәйғәмбәрләр қайта-қайта дуа қилишниң зөрүрлигини қандақ тәкитлигән?

7 Биз Худаға дуа қилип өзүмизгә тәсир қиливатқан бәзи ишлар һәққидә Униңға ейтсақ, Йәһва авал бәрдашлиқ беришимиз үчүн зөрүр болған күчни бериши мүмкин. Әгәр дуч кәлгән синақ өзүмиз үмүт қилғандәк ахирлашмиса, биз Йәһвадин қайта-қайта бәрдашлиқ бериш үчүн күч сорисақ болиду. У бизни шундақ қилишқа үндәйду. Биз буни Йәшаяниң: «Униңға [Йәһваға] һеч арам бәрмәңлар» дегән сөзидин көрүмиз (Йәшая 62:7, КТ). Буни қандақ қилалаймиз? Йәһваға қайта-қайта қәтъий дуа қилишимиз керәк, шундақ қилғинимизда биз Йәһваниң арам елишиға йол қоймиғандәк болимиз. Йәшаяниң бу сөзлири Луқа 11:8—10, 13-айәтләрдики Әйсаниң дуа һәққидә ейтқан тәмсилини есимизгә салиду. Әйса бизни хиҗил болмай, муқәддәс роһни сорап, қайта-қайта ялвурушқа вә давамлиқ өтүнүшкә дәвәт қилиду. Биз йәнә Йәһвадин тоғра қарарларни чиқиришимизға ярдәм беридиған көрсәтмиләрни беришни өтүнсәк болиду.

ЙӘҺВА БИЗНИ ЙЕТӘКЛӘЙДУ

8. Йәшая 30:20, 21-айәтләрдики сөзләр қедимқи заманда қандақ әмәлгә ашқан?

8 Йәшая 30:20, 21ни оқуң. Бабиллиқлар Йерусалимни бир йерим жил қоршавға алғанда, исраиллар тартқан азап-оқубәтләр улар үчүн нан вә судәк тонуш болуп кәткән. Амма 20 вә 21-айәтләргә қарайдиған болсақ, исраиллар товва қилип, өз жүрүш-турушлирини өзгәртсә, Йәһва уларни қутқузидиғанлиғини вәдә қилған. Йәшая Йәһва Худани уларниң «Улуқ Устази» дәп атиған, һәмдә уларға Йәһва Өзи қобул қилидиған усулда ибадәт қилишни үгитидиғанлиғини вәдә қилған. Исраиллар сүргүндин азат қилинғанда бу сөзләр әмәлгә ашурулған. Йәһва уларниң Улуқ Устази екәнлигини испатлиған вә Униң йетәкчилиги астида исраиллар пак ибадәтни мувәппәқийәтлик әслигә кәлтүргән. Бүгүнки күндә биз Йәһвадәк Улуқ Устазимизниң болғанлиғидин өзүмизни интайин бәхитлик һис қилимиз.

9. Бүгүнки күндә Йәһвадин келидиған йол-йоруқни қобул қилишниң бир йоли қайси?

9 Йәшая давамлиқ тәсвирий сөзләрни ишлитип, бизни Йәһва икки йол билән үгитиватқан оқуғучилардәк тәсвирлигән. Биринчи йолини ейтип, Йәшая мундақ сөзләрни дегән: «Сән Улуқ Устазиңни өз көзүң билән көрисән». Мошу тәсвирдә Йәшая Устазниң оқуғучилириниң алдида туридиғанлиғини ейтқан. Бүгүнки күндә әшу устаздин тәлим елиш биз үчүн әҗайип шан-шәрәп. Йәһва бизгә қандақ тәлим бериду? У буниң үчүн Өз тәшкилатини қоллиниду. Биз Йәһваниң тәшкилатидин кәлгән ениқ йол-йоруқларни қобул қилғинимиз үчүн интайин миннәтдармиз! Җамаәт учришишлири, конгресслар, шундақла нәшрий материаллар, интернет телевизийә программилири вә башқа нурғун йоллар арқилиқ берилгән көрсәтмиләр дуч кәлгән қийинчилиқлиримизға хошалиқ билән бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду.

10. «Арқаңлардин кәлгән» авазни қайси йол билән аңлаймиз?

10 Йәшая Йәһваниң бизгә тәлим беридиған йәнә бир йолини тәсвирләп мундақ язған: «Қулақлириңлар билән арқаңлардин кәлгән бир сөзни аңлайсиләр». Пәйғәмбәр бу йәрдә Йәһвани Өз оқуғучиларниң арқисидин жүрүп уларға қайси йол билән меңишни көрситип, йол-йоруқларни беридиған ғәмхор Устаз сүпитидә тәсвирлигән. Бүгүнки күндә биз арқимиздин келидиған Худаниң авазини аңлаймиз. Қандақ? Худаниң муқәддәс роһи билән илһамландурулуп йезилған сөзи болған Муқәддәс китап узун заманлар илгири йезилған. Әшу вақитлар аллиқачан өтүп кәтти, йәни арқимиздин қалди. Шуңа Муқәддәс китапни оқуғинимизда биз арқимиздин келиватқан Худаниң авазини аңлиған болимиз (Йәшая 51:4).

11. Хошаллиқ билән бәрдашлиқ беришимиз үчүн қайси қәдәмләрни бесишимиз керәк вә немә үчүн?

11 Йәһваниң тәшкилати вә Униң Сөзи арқилиқ берилгән йол-йоруқлардин толуқ пайдилиниш үчүн немә қилалаймиз? Диққәт қилсиңиз, Йәшая икки нәрсини көрсәткән. Биринчи, «йол мана, мошу». Иккинчи, «униңда меңиңлар» (Йәшая 30:21, КТ). Йолни билиш йетәрлик әмәс. Шу йолда меңишимиз лазим. Йәһваниң Сөзи вә Униң тәшкилатиниң чүшәндүрүшлири бизгә Йәһваниң биздин немини тәләп қилидиғанлиғини үгитиду. Биз йәнә үгәнгәнлиримиздин қандақ пайдилинишниму үгинимиз. Йәһваға хизмәт қилғанда хошаллиқ билән бәрдашлиқ бериш үчүн, биз һәр иккила қәдәмни бесишимиз керәк. Шундақ қилғинимизда, Йәһваниң бизни бәрикәтләйдиғанлиғиға ишинәләймиз.

ЙӘҺВА БИЗНИ БӘРИКӘТЛӘЙДУ

12. Йәшая 30:23—26 айәтләргә асасланғанда, Йәһва Өз хәлқини қандақ бәрикәтләйду?

12 Йәшая 30:23—26ни оқуң. Бу бәшарәт Бабилдики сүргүндин кейин өз жутиға қайтқан исраиллар үчүн қандақ әмәлгә ашқан? Йәһва уларниң һаят кәчүрүши вә давамлиқ Униңға ибадәт қилиши үчүн нурғун нәрсиләрни бәргән. Йәһва Өз хәлқини мол җисманий озуқлуқлар билән тәминлигән. Бирақ әң муһими, У уларниң Өзигә йеқинлишиши вә аста-аста пак ибадәтни қайта башлиши үчүн керәклик һәммә нәрсини бәргән. Худаниң хәлқи шу вақитта бәһримән болған роһий озуқлуқлар илгирики һәр қандақ вақиттикигә қариғанда интайин зор болған. 26-айәттә көрситилгәндәк, Йәһва уларға Өз сөзини чүшинишигә ярдәм бериш үчүн, техиму көп роһий йоруқлуқни бәргән (Йәшая 60:2). Йәһваниң бәрикәтлири хизмәтчилириниң хошаллиқ билән давамлиқ Униңға хизмәт қилишиға вә көңли шат-хорамлиққа толғини үчүн күч-мәдәткә еришишигә ярдәм бәргән (Йәшая 65:14).

13. Пак ибадәтни әслигә кәлтүрүш һәққидики бәшарәт бүгүнки күндә қандақ әмәлгә ешиватиду?

13 Пак ибадәтни әслигә кәлтүрүш тоғрисидики бәшарәт бүгүнки күндә бизгә мас келәмду? Әлвәттә мас келиду! 1919-жилдин бу ян миллионлиған кишиләр бу дунияниң сахта дин империяси болған бүйүк Бабилниң қуллуғидин азат болди. Улар қедимқи исраилларға Вәдә қилинған зиминдинму яхширақ бир зиминға, йәни роһий җәннәткә елип келинди (Йәшая 51:3; 66:8). Әшу роһий җәннәт немини билдүриду?

14. Роһий җәннәт дегән немә? Бүгүнки күндә у йәргә кимләр маканлашти? (Сөз-ибарә мәнасиға қараң).

14 1919-жилдин башлап Әйсаниң майланған әгәшкүчилири роһий җәннәттә яшаватиду b. Вақитниң өтүшигә әгишип йәр йүзидә яшаш үмүти барлар, йәни «башқа қойларму» бу роһий җәннәттә маканлашти вә Йәһваниң мол бәрикәтлиридин һузурлиниватиду (Йоһ. 10:16; Йәшая 25:6; 65:13).

15. Роһий җәннәт қәйәргә җайлашқан?

15 Бүгүнки күндә роһий зимин яки җәннәт қәйәргә җайлашқан? Йәһваға ибадәт қилғучилар дунияниң һәр қайси җайлирида яшайду. Шуңлашқа улар яшайдиған роһий җәннәт дунияниң һәммила җайлирида бар. Бүгүнки күндә биз қәйәрдә яшимайли, пак ибадәтни қизғинлиқ билән қоллап-қувәтлисәк, роһий җәннәтниң бир қисми болалаймиз.

Һәрбиримиз роһий җәннәтниң гөзәллигигә өз һәссимизни қандақ қошалаймиз? (16, 17-абзацларға қараң)

16. Қандақ қилғанда роһий җәннәтниң гөзәллигини давамлиқ көрәләймиз?

16 Роһий җәннәттә қелиш үчүн биз чоқум дунияниң җай-җайлиридики Йәһва гувачилириниң җамаити үчүн давамлиқ чоңқур миннәтдарлиғимизни билдүрүшимиз керәк. Буни қандақ қилалаймиз? Әшу җәннәткә қериндашлиримизниң намукәммәл тәрәплиригә әмәс, уларниң яхши тәрәплиригә диққәт ағдуруш арқилиқ (Йоһ. 17:20, 21). Бундақ қилиш немә үчүн муһим? Мундақ бир селиштурушни тәсәввур қилип көрүң. Биз гөзәл бағчида яки бир бағда һәртүрлүк дәл-дәрәқләрни көрүп һузурлинишни халаймиз. Худди шуниңға охшаш, бүгүнки күндики җамаәтләрдә һөкүм сүрүватқан роһий җәннәт һәртүрлүк дәл-дәрәқләргә охшаш қериндашлар билән толған (Йәшая 44:4; 61:3). Биз диққитимизни йенимизда турған ялғуз дәрәқниң камчилиқ тәрипини тепишқа әмәс, бүк-барақсан орманлиқниң чирайлиқ тәрипигә ағдурушни давамлаштурушимиз интайин муһим. Биз өзүмиз вә әтрапимиздикиләрниң намукәммәллигигә диққәт ағдуруп, пүткүл дуниядики етиқатчилар җамаитиниң гөзәллигини көрмәй қелиштин сақлинишимиз керәк.

17. Җамаәтниң инақ-иттипақлиғиға һәрбиримиз өз һәссимизни қандақ қошалаймиз?

17 Җамаәтниң инақ-иттипақлиғини сақлашқа һәрбиримиз қандақ төһпә қошалаймиз? Тинчлиқпәрвәр киши болуш арқилиқ (Мәт. 5:9; Рим. 12:18). Һәр қетим җамаәттә башқилар билән тинч-инақлиқни илгири сүрүшкә тәшәббускарлиқ билән күч чиқарғиниңизда, роһий җәннәтниң гөзәллигигә төһпә қошумиз. Йәһва роһий җәннәттә маканлашқан һәрбир кишини пак ибадәткә Өзи җәлип қилғанлиғини әстә сақлишимиз керәк (Йоһ. 6:44). Өзи қәдирлигән хизмәтчилириниң өз ара тинчлиқни, инақ-иттипақлиқни күчәйтиш үчүн җапалиқ тиришиватқанлиғини көргәндә, Йәһваниң көңли қанчилик хурсән болидиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң (Йәшая 26:3; Һагай 2:7).

18. Биз дайим немиләр һәққидә чоңқур ойлинишимиз керәк вә немә үчүн?

18 Худаниң хизмәтчилири сүпитидә биз еришкән бәрикәтләрдин қандақ толуқ пайдилиналаймиз? Буниң үчүн Худаниң Сөзи вә униңға асасланған нәшрий материаллиримизни тәтқиқ қилип үгәнгәндә, чоңқур ойлансақ болиду. Шундақ тәтқиқ қилип үгиниш вә чоңқур ойлиниш Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас пәзиләтләрни йетилдүрүшимизгә вә җамаәттики қериндашлиримизға чин қәлбимиздин сөйгү-муһәббәт көрситишкә ярдәм бериду (Рим. 12:10). Һазир еришкән бәрикәтлиримиз үстидә чоңқур ойланғинимизда, Йәһва билән болған мунасивитимиз техиму күчийиду. Йәһваниң келәчәктә бизни ериштүридиған бәрикәтлири һәққидә ойланғинимизда, бизниң Униңға мәңгү хизмәт қилиш үмүтимиз техиму мустәһкәм болиду. Буларниң һәммиси һазир Йәһваға хошаллиқ билән хизмәт қилишимизға ярдәм бериду.

ДАВАМЛИҚ БӘРДАШЛИҚ БЕРИШКӘ ҚӘТЪИЙ БӘЛ БАҒЛАҢ

19. а) Йәшая 30:18-айәткә асасланғанда, биз немигә ишинәләймиз? ә) Синақларға хошаллиқ билән бәрдашлиқ беришимизгә немә ярдәм бериду?

19 Бу рәзил дуния ахирлишидиған пәйттә Йәһва биз үчүн «орнидин қозғилиду» (Йәшая 30:18, КТ). Шуниңға қәтъий ишинимизки, Йәһва — адаләтлик Худадур. У Шәйтанниң дуниясиниң бәлгүләнгән вақиттин бир күн узунирақ мәвҗут болушиға һәргиз йол қоймайду (Йәшая 25:9). Биз Йәһваниң қутқузидиған күнини сәвир-тақәт билән күтиватимиз. Мошу вақитта биз давамлиқ дуа қилиш имтиязимизни қәдирләп, Худаниң Сөзини тәтқиқ қилип, уни әмәлий қоллинишни вә бәрикәтлиримиз һәққидә чоңқур ойлинишни давамлаштурушни қәтъий қарар қилдуқ. Шундақ қилғинимизда, Йәһва турмушимиздики түрлүк қийинчилиқларға давамлиқ бәрдашлиқ берип, хошаллиқ билән Униңға ибадәт қилишимизға ярдәм бериду.

54-НАХША Етиқатта чиң турайли

a Биз Йәһваниң Өзигә ибадәт қилғучиларға һаяттики түрлүк қийинчилиқларға хошаллиқ билән бәрдашлиқ беришигә қайси үч йол билән ярдәм беридиғанлиғини көримиз. Биз шу ярдәм һәққидә көпирәк үгиниш үчүн Йәшая китавиниң 30-бабини муһакимә қилимиз. Бу бап бизгә Йәһваға дуа қилиш, Униң Сөзини тәтқиқ қилиш, һазир вә келәчәктики бәрикәтлири һәққидә чоңқур ойлинишниң муһимлиғини әскәртиду.

b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: «Роһий җәннәт» дегән сөз Йәһваға инақ иттипақлиқ ичидә ибадәт қилидиған бехәтәр муһитни көрситиду. Бу муһитта һәрқандақ диний ялғанчилиқтин хали мол роһий озуқлуғимиз вә Худа Падишалиғи һәққидә хуш хәвәрни вәз қилиштәк көңлүмизни қанаәт тапидиған хизмитимиз бар. Биз Йәһва билән болған йеқин мунасивәттин хошаллиқ тапимиз вә сөйүмлүк қериндашлиримиз билән тинч-хатирҗәм яшаймиз. Улар бизниң турмуштики түрлүк қийинчилиқларға хошаллиқ билән бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду. Йәһваға тоғра усулда ибадәт қилишни башлиғанда вә Уни пүтүн күчимиз билән үлгә қилған вақтимизда биз роһий җәннәткә киримиз.