Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

48-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Садақәтмәнлигиңиз синалғанда сәгәк туруң

Садақәтмәнлигиңиз синалғанда сәгәк туруң

«Сән һәммә җәһәттин сәгәкликни сақла» (ТИМ. 2-х. 4:5).

43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Ойғақ туруш дегән ибарә немини билдүриду? (Тимотийға 2-хәт 4:5)

 КӨҢЛҮМИЗНИ рәнҗитидиған бәзи ишлар йүз бәргәндә, Йәһва вә Униң тәшкилатиға болған садақәтмәнлигимиз синилиду. Шундақ қийинчилиқларни қандақ йеңәләймиз? Биз ойғақ яки сәгәк туруп, иман-етиқадимизда чиң турушимиз лазим (Тимотийға 2-хәт 4:5ни оқуң). Биз тинч-хатирҗәмликни сақлаш, соғ қанлиқ билән чоңқур ойлиниш вә ишларға Йәһваниң көзқариши билән қараш арқилиқ ойғақ яки сәгәк туралаймиз. Шундақ қилғинимизда, һис-туйғулиримиз ой-пикирлиримизгә тәсир қилишиға йол бәрмәймиз.

2. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

2 Алдинқи мақалидә биз дуч келидиған җамаәтниң сиртидин келидиған үч қийинчилиқ һәққидә муһакимә қилған едуқ. Бу мақалидә Йәһваға болған садақитимизни синайдиған җамаәтниң ичидә дуч келидиған үч қийинчилиқни көрүп өтүмиз. 1) Қериндашлиримизниң начар муамилисигә учриғандәк һис қилғанда. 2) Нәсиһәт берип, бизни түзәткәндә. 3) Тәшкилат ишида йеңи өзгиришләрни қобул қилиш қийинға тохтиғанда, мошундақ қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, ойғақ яки һошияр туруп, Йәһва вә Униң тәшкилатиға қәтъий садиқ қелиш үчүн немиләрни қилалаймиз?

ҚЕРИНДАШЛИРИМИЗНИҢ НАЧАР МУАМИЛИСИГӘ УЧРИҒАНДӘК ҺИС ҚИЛҒАНДА

3. Етиқатчи қериндишимиз бизгә яхши муамилә қилмиғандәк һис қилсақ, қандақ инкас қайтурушимиз мүмкин?

3 Җамаәттики қериндашлириңиз сизгә яхши муамилә қилмиғандәк, бәлким җавапкарлиқни үстигә алған бурадәр, йәни ақсақал шундақ қилғандәк, һис қилған вақтиңиз болғанму? Әлвәттә, бурадәрниң көңлүңизни ағритиш нийити йоқ (Рим. 3:23; Яқуп 3:2). Шундақтиму, униң иш-һәрикәтлири сизни беарам қилған болуши вә шу ишни ойлап ухлалмиған болушиңиз мүмкин. Сиз һәтта: «У бурадәр мошундақ қилса боламду? Бу растинла Худаниң тәшкилатиму?»— дәп ойлиған болушиңиз мүмкин. Шәйтан дәл бизниң шундақ ойлишимизни халайду (Кор. 2-х. 2:11). Бундақ сәлбий ой-пикирдә болуш бизни Йәһва вә Униң тәшкилатидин айриветиши мүмкин. Ундақта, етиқатчи қериндишимиз бизгә начар муамилә қилғандәк һис қилсақ, ойғақ яки сәгәк туруш һәмдә Шәйтан халиғандәк ой-пикирдә болуштин сақлиниш үчүн немә қилсақ болиду?

4. Йүсүп начар муамилигә учриғанда, сәгәк туруш үчүн немә қилған? Биз униң үлгисидин немини үгинәләймиз? (Яритилиш 50:19—21)

4 Адавәт сақлап рәнҗип жүрмәң. Йүсүп яш вақтида, чоң акилири униңға яманлиқ қилған. Улар уни өч көрүп, һәтта бәзилири уни өлтүрмәкчи болған еди (Ярит. 37:4, 18—22). Ахирида, улар уни қуллуққа сетивәткән. Нәтиҗидә, Йүсүп тәхминән 13 жил давамлашқан еғир синақларға дуч кәлгән еди. Йүсүп бәлким, Йәһва уни яхши көрмәйду вә ярдәмгә муһтаҗ болғанда уни ташлавәтти дәп ойлиши мүмкин еди. Амма Йүсүп өч-адавәт сақлап рәнҗип жүрмигән. Әксичә, у тинч-хатирҗәмликни сақлаш арқилиқ сәгәк турған. У қериндашлиридин өч елиш пурситигә еришкәндә, өч елишниң орниға, уларға меһир-муһәббәт көрситип, уларни кәчүргән еди (Ярит. 45:4, 5). Йүсүп шундақ йол тутқан, сәвәви у чоңқур ойланған еди. У диққитини өз қийинчилиқлириға әмәс, Йәһваниң мәхсити үстидә ойлинишқа қаратқан (Яритилиш 50:19—21ни оқуң). Буниңдин немини үгинәләймиз? Әгәр сизгә яхши муамилә қилмиған болса, Йәһваға өчмәнлик сақлимаң яки У сизни ташлап кәтти дәп ойлимаң. Әксичә, У синаққа бәрдашлиқ беришиңизгә қандақ ярдәм қиливатқанлиғи һәққидә ойлаң. Буниңдин башқа, башқилар сизгә яхши муамилә қилмиғанда, уларниң намукәммәлигини сөйгү-муһәббәт билән йепишқа тиришиң (Пет. 1-х. 4:8).

5. Микеас өзини начар муамилигә учриғандәк һис қилғанда, сәгәк туруш үчүн немә қилған?

5 Җәнубий Америкидики Микеас b исимлиқ ақсақалниң кәчүрмишлирини көрүп бақайли. У Йәһваниң тәшкилатида җавапкарлиқни үстигә алған бәзи қериндашлар униңға яхши муамилә қилмиғандәк һис қилған вақитни әсләп, мундақ дегән: «Мән әзәлдин бундақ бесим һис қилип бақмиған едим. Мән қорқуп кәттим. Кәчтә ухлалмидим, амалсизлиқтин жиғлап, яшларни төктүм». Шундақтиму, Микеас сәгәк туруп, һис-туйғусини контрол қилишқа тиришқан. У дайим дуа қилип, Йәһвадин униңға муқәддәс роһ вә бәрдашлиқ бериши үчүн күч-қувәт беришни өтүнгән. У йәнә нәшрий материаллиримиздин ярдәм берәләйдиған мәлуматларни издигән. Буниңдин немини үгәндиңиз? Бир қериндаш сизгә начар муамилә қилғандәк һис қилсиңиз, тинч-хатирҗәмликни сақлаң, һәмдә өзүңиздә пәйда болған сәлбий һис-туйғуларни тизгинләшкә тиришиң. Бәлким, сиз шу кишиниң шундақ сөзләрни яки иш-һәрикәтләрни қилишиға қандақ әһвал сәвәпчи болғанлиғини билмәслигиңиз мүмкин. Шуңа дуа қилип Йәһва билән параңлишиң вә Униңдин ярдәм сорап, өзүңизни башқиларниң орниға қоюп, ишларға қарашқа тиришиң. Бундақ қилиш қериндишиңизниң сизгә һечбир яманлиқ қилиш нийитиниң болмиғанлиғи һәққидә чоңқур ойлинип, уни кәчүрүветишиңизгә ярдәм бериши мүмкин (Пәнд н. 19:11). Есиңиздә болсунки, Йәһва сизниң вәзийитиңизни убдан билиду вә бәрдашлиқ берәлишиңиз үчүн күч бериду (Тар. 2-яз. 16:9; Вәз 5:8).

ЙӘҺВА НӘСИҺӘТ БЕРИП, БИЗНИ ТҮЗӘТКӘНДӘ

6. Йәһваниң тәрбийиләп түзитишини бизгә болған сөйгү-муһәббәтниң ипадиси дәп қараш немә үчүн бәк муһим? (Ибранийларға 12:5, 6, 11)

6 Йәһва бизни түзәткәндә, көңлүмизни бәк йерим һис қилишимиз мүмкин. Амма биз диққитимизни пәқәт ағриққа қаратсақ, Яратқучиниң тәрбийисини адил әмәс яки биз үчүн мас кәлмәйду дәп ойлашқа башлишимиз мүмкин. Нәтиҗидә, алаһидә бир нәрсини, йәни Йәһваниң тәрбийисини бизгә болған сөйгү-муһәббитиниң ипадиси дәп қарашни қолдин берип қоюшимиз мүмкин (Ибранийларға 12:5, 6, 11ни оқуң). Әгәр һис-туйғулиримизниң бизни контрол қилишиға йол қойсақ, Шәйтанниң һис-туйғулиримиздин пайдилинип кетишигә пурсәт берип қойимиз. У бизниң түзитишни рәт қилишимизни, техиму яман йери, Йәһва вә җамаәттин жирақлишишимизни халайду. Әгәр сизни түзитиш үчүн нәсиһәт берилгән болса, сәгәк туруш үчүн немә қилалайсиз?

Петрус кәмтәрлик билән нәсиһәтни вә түзитишни қобул қилғач, Йәһва уни техиму көп ишларда қолланған (7-абзацқа қараң)

7. а) Рәсимдә көрситилгәндәк, Петрус түзитишни қобул қилғандин кейин, Йәһва уни қандақ ишләткән? ә) Петрусниң мисалидин немини үгинисиз?

7 Түзитишни қобул қилиң вә зөрүр өзгәртишләрни қилиң. Бирқанчә қетим Әйса Петрусни башқа әлчиләрниң алдида түзәткән (Марк 8:33; Луқа 22:31—34). Бәлким, Петрус шу чағда башқиларниң алдида бәкму хиҗил болған! Шундақ болсиму, Петрус Әйсаға садиқ болуп қалған. У түзитишни қобул қилип, өз хаталиқлиридин савақ алған еди. Нәтиҗидә, Йәһва Петрусниң садақәтмәнлигини мукапатлиған вә униңға җамаәттә муһим вәзипиләрни тапшурған (Йоһ. 21:15—17; Әлч. 10:24—33; Пет. 1-х. 1:1). Петрусниң мисалидин немини үгинәләймиз? Биз диққитимизни қанчилик хиҗиллиқ һис қилишимизға қаратмай, әксичә түзитишни қобул қилип, зөрүр өзгәртишләрни қилсақ, бу өзүмиз үчүнла әмәс, башқилар үчүнму пайдилиқ. Шундақ қилсақ, Йәһва бизни өз хизмитидә техиму көпирәк қоллиниду вә қериндашлиримиз буниң пайдисини көриду.

8, 9. Түзитиш үчүн тәрбийә берилгәндә, Бернардо дәсләптә өзини қандақ һис қилған, бирақ униң өз ой-пикрини түзитишигә немә ярдәм бәргән?

8 Мозамбикта яшайдиған Бернардо исимлиқ бурадәргә немә болғанлиғини көрүп бақайли. У ақсақал сүпитидә хизмәт қилиштин тохтитилған. Бернардо дәсләптә өзини қандақ һис қилған? У мундақ дегән: «Мән берилгән тәрбийини яқтурмиғач, рәнҗип жүрдүм». У җамаәттики башқиларниң униңға қандақ қарайдиғанлиғиға көңүл бөлгән еди. У шуни етирап қилған: «Маңа берилгән тәрбийигә тоғра көзқарашта болуш һәмдә Йәһва вә Униң тәшкилатиға қайта ишиниш үчүн бирқанчә ай вақит кәтти». Бернардониң өз көзқаришини өзгәртишигә немә ярдәм бәргән?

9 Бернардо өзиниң ой-пикирини түзәткән. У чүшәндүрүп мундақ дегән: «Мән ақсақал болуп хизмәт қилғанда, Ибранийларға 12:7-айәтни ишлитип, башқиларниң Йәһваниң түзитишигә тоғра көзқарашта болуши үчүн ярдәм қилған едим. Һазир мән өз-өзүмдин: “Бу айәттики нәсиһәт сөзини ким әмәлий қоллиниши керәк?”— дәп соридим. Йәһваниң барлиқ хизмәтчилири, әлвәттә шуларниң арисида мәнму бар». Андин кейин, Бернардо йәнә башқа өзгәртишләрни қилип, Йәһва вә Униң тәшкилатиға болған ишәнчисини қайтидин тәкитлигән. У көпирәк Муқәддәс китап оқуш вә чоңқурирақ мулаһизә қилип ойлиниш үчүн техиму көп вақит чиқарған. Гәрчә у қериндашларниң униңға қандақ қарашидин әнсиригән болсиму, амма улар билән биллә вәз хизмәткә чиқип, җамаәт учришишлириға қатнашқан. Вақти кәлгәндә, Бернардо қайта ақсақал болуп тәйинләнгән. Бернардоға охшаш, түзитиш үчүн сизгиму тәрбийә берилгән болса, диққитиңизни қанчилик хиҗиллиқ һис қилишқа қаратмай, нәсиһәтни қобул қилип, зөрүр өзгәртишләрни қилишқа тиришиң c (Пәнд н. 8:33; 22:4). Әгәр шундақ қилсиңиз, Йәһваға вә Униң тәшкилатиға садиқлиқ билән мәһкәм йепишисиз вә Униң сизни мукапатлайдиғанлиғиға қәтъий ишинисиз.

ТӘШКИЛАТТИКИ ЙЕҢИ ӨЗГИРИШЛӘРНИ ҚОБУЛ ҚИЛИШ ҚИЙИНҒА ТОХТИҒАНДА

10. Тәшкилләш ишида йолға қоюлған қандақ өзгириш бәзи исраилларниң садақәтмәнлигини синиған болуши мүмкин?

10 Тәшкилаттики йеңи өзгиришләр бизниң садақәтмәнлигимизни синиши мүмкин. Әгәр еһтият қилмисақ, һәтта уларниң бизни Йәһвадин айриветишкә йол қойимиз. Мәсилән, Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшүрүлгән қанундики бир тәшкилләш ишиниң бәзи исраилларға қандақ тәсир көрсәткәнлигини көрүп бақайли. Қанун йолға қоюлуштин бурун, аилә башчилири роһанийлар қилидиған ишни қилған. Улар қурбанлиқ суписини ясап, аилисидикиләргә вакаләтән Йәһваға қурбанлиқ сунған (Ярит. 8:20, 21; 12:7; 26:25; 35:1, 6, 7; Аюп 1:5). Бирақ қанун йолға қоюлғандин кейин, әнди аилә башчилириниң әшу ишларни қилишиға йол қоюлмиған еди. Йәһва қурбанлиқларни сунушқа Һарунниң аилисидин роһанийларни тәйинлигән. Әгәр Һарунниң әвлатлиридин болмиған бир аилә беши роһанийлиқ вәзиписини өтүшкә башлиса, ундақ киши өлтүрүләтти d (Лав. 17:3—6, 8, 9). Бәлким бу өзгириш Кораһ, Датан, Абирам вә башқа 250 кишиниң Муса вә Һарунниң һоқуқиға қарши исиян көтәргәнлигиниң сәвәплиридин бири болғанму? (Сан. 16:1—3) Буниңға ениқ бир немә дейәлмәймиз. Мәйли қандақ болған болушидин қәтъийнәзәр, Кораһ вә униң билән биллә болғанлар Йәһваға садиқ болуп қалалмиған. Әгәр тәшкилаттики өзгиришләр садақәтмәнлигиңизни синиса, немә қилсиңиз болиду?

Каавлиқлар йеңи вәзипини қобул қилип, нахшичилар, дәрваза қаравуллири яки амбарларда хизмәтчи болушқа тәйяр болушқан (11-абзацқа қараң)

11. Каав әвлатлиридин немиләрни үгинимиз?

11 Тәшкилаттики өзгиришләрни пүтүн күч билән қоллап-қувәтләң. Чөлдики сәпәр җәриянида, каавлиқларға бәк алаһидә вәзипигә тапшурулған еди. Һәр қетим исраиллар қараргаһ чедирлирини көчүргәндә, бәзи каавлиқлар әһдә сандуғини барчә хәлқиниң алдида көтүрүп маңатти (Сан. 3:29, 31; 10:33; Йәшуа 3:2—4). Бу немә дегән алаһидә имтияз! Амма исраиллар вәдә қилинған зиминда маканлашқанда, ишларда зор өзгиришләр болған. Әнди сандуқни дайим йөткәшниң һаҗити қалмиған. Шуңа Сулайман падиша болуп һөкүмранлиқ қилғанға қәдәр, бәзи каавлиқлар нахшичилар, бәзилири дәрваза қаравуллири, йәнә бәзилири амбарларға қарайдиған хизмәтчиләр сүпитидә тәйинләнгән (Тар. 1-яз. 6:31—33; 26:1, 24). Илгири алаһидә бир вәзипини орунлиғанлиғи сәвәплик, каавлиқларниң наразилиқ билдүргәнлиги яки техиму муһимирақ хизмәтни тәләп қилинғанлиғи һәққидә һечбир сөзләр йезилмиған. Биз буниңдин немини үгинәләймиз? Бизгә тапшурулған вәзипигә тәсир қилишиға қаримай, Йәһва тәшкилатидики барлиқ өзгиришләрни чин дилиңиздин қоллап-қувәтләң. Сизгә тапшурулған һәр қандақ вәзипидин хурсән болуң. Есиңиздә болсунки, Йәһваниң алдида сизни қәдир-қиммәтлик қиливатқан вәзипиңиз әмәс, Йәһва итаәтчанлиғиңизни һәрқандақ вәзипидин бәкирәк қәдирләйду (Сам. 1-яз. 15:22).

12. Зәйна Бәйтәлдин айрилип, саһада вәз қилишқа тәйинләнгәндә, өзини қандақ һис қилди?

12 Оттура шәриқтә яшайдиған Зәйна исимлиқ қериндашниң мисалиға қарап бақайли. Униң вәзиписи өзгирип, өзи қәдирлигән шан-шәрәплик хизмәттин айрилған. У Бәйтәлдә 23 жилдин көпирәк хизмәт қилғандин кейин, қайта саһада вәз қилиш хизмитигә тәйинләнгән. У мундақ деди: «Хизмитимниң өзгириши мени бәк чөчүтти. Өзүмни карға кәлмәйдиғандәк һис қилдим вә өз-өзүмдин: “Немә ишни хата қилдим?”— дәп сорап тураттим». Бәк әпсус, җамаәттики бәзи қериндаш униң яриси үстигә туз сепип, шундақ дегән: «Әгәр һәқиқәтән яхши болған болсаң, тәшкилат сени Бәйтәлдә қалдуратти». Зәйнаниң көңли бир мәзгил интайин йерим болған вә һәр күни кәчтә жиғлиған. Амма у: «Мән әзәлдин тәшкилаттин яки Йәһваниң сөйгүсидин гуманлинишқа йол қоймидим»,— дәйду. Зәйна сәгәк туруш үчүн немә қилған?

13. Зәйна сәлбий һис-туйғулирини йеңиш үчүн немә қилған?

13 Зәйна өзиниң сәлбий һис-туйғулирини йеңәлигән еди. Қандақ йәңгән? У өзи дуч кәлгән қийинчилиққа мунасивәтлик мақалиләрни оқуған. «Күзитиш мунариниң» 2001-жил, 1-февраль санидики «Үмүтсизликкә тәқабил туралайсиз!» намлиқ мақалә униңға көп ярдәм бәргән. У мақалидә Муқәддәс китапни қәләмгә алған Маркниң вәзиписи өзгәргәндә, униң қандақ һис-туйғу билән күрәш қилғанлиғи чүшәндүрүлгән еди. Зәйна әсләп мундақ дегән: «Маркниң мисали үмүтсизликни йеңишимгә ярдәм бәргән шипалиқ дора». Зәйна йәнә достлири билән йеқин алақини сақлиған. У өзини башқилардин қачурмиған, униңдин башқа, у өз-өзидин ағринмиған. У Йәһваниң Өз роһи арқилиқ йетәкләватқан тәшкилат вә җавапкарлиқни өз үстигә алған қериндашларни ишлитип, униңға көңүл бөлидиғанлиғини чүшәнгән. Амма у Худаниң тәшкилати үчүн әң муһим болғини, чоқум Йәһваниң хизмитини әң яхши қилиш екәнлигини тонуп йәткән.

14. Тәшкилатниң қайси өзгәртишлиригә маслишиш Владо үчүн қийин болған вә униңға немә ярдәм қилған?

14 Словениядики 73 яшлиқ ақсақал Владо, өз җамаити башқа бир җамаәт билән бирләштүрүлүп, у бериватқан Ибадәт өйи тақалғанда, бу униңға бәк қийин кәлгән. У мундақ дәйду: «Мән немә үчүн бундақ чирайлиқ Ибадәт өйиниң тақилидиғанлиғини чүшәнмидим. Уни йеқинда ремонт қилған едуқ, шуңа қаттиқ азапландим. Мән яғаччи, бәзи йеңи җиһазларни мән ясиған едим. Шундақла, тәшкилат тәләп қилған нурғунлиған йеңи өзгәртишләр биздәк яшанған вәз ейтқучилар үчүн асан болмиған». Владониң йол-йоруқни қоллап-қувәтлишигә немә ярдәм бәргән? У чүшәндүрүп мундақ дәйду: «Йәһваниң тәшкилатидики йеңи өзгиришләргә маслишиш һәмишә бәрикәткә ериштүриду. Бундақ тавлашлар бизни келәчәктики һәтта техиму чоң өзгиришләргә тәйярлимақта». Җамаәтни бирләштүрүш яки вәзипиңизни өзгәртишкә охшаш өзгиришләргә маслишиш сиз үчүн қийин келиватамду? Йәһваниң һис-туйғулириңизни чүшинидиғанлиғиға ишиниң. Сиз шуниңдәк өзгиришләрни қоллап, Йәһва вә У ишлитиватқан тәшкилатқа садиқлиқ билән чиң йепишип турсиңиз, чоқум бәрикәткә еришисиз (Зәб. 18:25).

ҺӘММӘ ИШТА СӘГӘК ТУРУҢ

15. Җамаәт ичидин келидиған қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, сәгәк туруш үчүн немә қилалаймиз?

15 Бу заманниң ахирлишишиға аз қалғансири, җамаәтниң ичидин келидиған қийинчилиқларға дуч келишимиз вә бу қийинчилиқлар Йәһваға болған садиқлиғимизни синиши мүмкин. Шуңа биз чоқум сәгәк турушимиз керәк. Әгәр өзүңизни етиқатчи қериндишиңизниң начар муамилисигә учриғандәк һис қилсиңиз, адавәт сақлап рәнҗип жүрмәң. Әгәр түзитиш үчүн тәрбийә берилсә, диққитиңизни хиҗил болушқа қаратмай, нәсиһәтни қобул қилиң вә зөрүр өзгәртишләрни қилиң. Йәһва Худаниң тәшкилати сизгә шәхсән тәсир қилидиған өзгәртишләрни қилғанда, уларни чин дилиңиздин қобул қилиң вә йол-йоруққа бойсунуң.

16. Йәһва вә Униң тәшкилатиға болған ишәнчиңизни қандақ сақлап қалалайсиз?

16 Садақәтмәнлигиңиз синаққа дуч кәлгәндә, Йәһва вә Униң тәшкилатиға болған ишәнчиңизни сақлап қалалайсиз. Амма буниң үчүн һәрдайим сәгәк яки һошияр турушиңиз керәк, йәни тинч-хатирҗәмликни сақлаш, соғ қанлиқ билән чоңқур ойлиниш вә ишларға Йәһваниң көзқариши билән қараш керәк. Сиз дуч кәлгән қийинчилиқларға охшишип кетидиған қийинчилиқларға дуч кәлгән Муқәддәс китаптики шәхсләрниң мисаллирини оқуп, уларниң қийинчилиқларға қандақ тәқабил туралиғанлиғи һәққидә чоңқур ойлинип, тәтқиқ қилишқа бәл бағлаң. Йәһвадин ярдәм тиләп дуа қилиң. Һәргизму җамаәттин айрилмаң. Қандақ иш йүз беришидин қәтъийнәзәр, Шәйтан сизни Йәһва яки Униң тәшкилатидин айриветәлмәйду (Яқуп 4:7).

29-НАХША Садақәтмәнликни сақлап жүрәйли

a Бәзидә Йәһва вә Униң тәшкилатиға болған садақәтмәнлигимизни сақлаш биз үчүн қийин болуши мүмкин, болупму җамаәттә көңлүмизни ағритидиған бәзи ишлар йүз бәргәндә шундақ болиду. Һазир үч қийинчилиқ вә Йәһва вә Униң тәшкилатиға садиқ болуш үчүн немиләрни қилалайдиғанлиғимиз һәққидә муһакимә қилимиз.

b Бәзи исимлар өзгәртилди.

c «Күзитиш мунариниң» 2009-жил, 15-август сани, 30-бәттики «Сиз илгири хизмәт қилғанму? Қайта хизмәт қилаламсиз?» намлиқ мақалидин техиму пайдилиқ мәслиһәтләрни тапалишиңиз мүмкин.

d Қанунда аилә башчилири бир җаниварни гөш үчүн боғузлимақчи болған болса, уни муқәддәс җайға елип бериши тәләп қилинған. Муқәддәс җайдин бәк жирақта яшайдиған аилә башчилири буниң сиртида еди (Қ. шәр. 12:21).