Сиз биләмсиз?
Мордикай һәқиқәтән өтмүштә яшиған шәхс
МУҚӘДДӘС ЯЗМИЛАРНИҢ Әстәр китавида Мордикай исимлиқ муһим бир шәхс тилға елинған. У әсирликкә елинған йәһудий болсиму, Парс падишалиғиниң ордисида хизмәт қилған еди. У миладимиздин илгирики бәшинчи әсирниң башлирида, йәни падиша Ахашверошниң (бүгүнки күндә кишиләр Ксеркс I дәпму атайду) заманида яшиған. Мордикай падишани өлтүрүш үчүн тил бириктүргәнләрни ашкарилиған. Миннәтдарлиқ билдүрүш үчүн падиша уни хәлиқниң алдида шан-шәрәпкә ериштүргән. Мордикай билән башқа йәһудийларниң дүшмини Һаман өлгәндин кейин, Ахашверош падиша Мордикайни вәзир қилип тәйинлигән. Бу һоқуқ Мордикайға Парс империяси зиминида яшаватқан йәһудийларни ирқий қирғинчилиқтин қутулдуруш буйруғини чиқириш имканийитини яратқан еди (Әстәр 1:1; 2:5, 21—23; 8:1, 2; 9:16).
20-әсирниң бешида бәзибир тарихшунаслар Әстәр китави ойдуруп чиқиривалған вә Мордикай дегән шәхс һечқачан яшимиған дейишкән еди. Лекин 1941-жили археологлар Муқәддәс китаптики Мордикай тоғрилиқ мәлуматниң растлиғи һәққидә дәлил-испатларни тапти. Бу қандақ дәлил-испатлар?
Тәтқиқатчилар Парс сеғиз лай тахта язмилирида Мардука (инглизчә Мордикай) исимлиқ бир әр кишини тилға алғанлиғини байқиған. У Шушанда башқурғучи, бәлким һесап қилғучи болуп ишлигән. Шәриқ тарихи тәтқиқатчиси Артур Унгнад өз кәспигә пишқан тарихшунас болуп, тунҗа болуп Муқәддәс китаптин башқа һөҗҗәтләрдә Мордикай тоғрилиқ тилға елинғанлиғини елан қилған.
Унгнад буни оттуриға қойғандин кейин, тәтқиқатчилар башқа миңлиған Парс сеғиз лай тахта язмилирини тәрҗимә қилған. Уларниң арисида шәһәр тамлириниң әтрапидики харабиләрдин тепилған Персеполис тахтилири бар еди. Бу тахтилар Ксеркс I падиша заманиға тәвә болуп, елам тилида йезилған. Уларда Әстәр китавида тилға елинған бирнәччә исимлар бар a.
Бирнәччә Персеполис тахтисида Мардука дегән исим йезилған, у Ксеркс I заманида Шушан ордисида падишаниң кативи болған. Бир тахтида Мардука тәрҗиман дәп тәсвирлигән. Бу тәпсилат Муқәддәс китаптики Мордикай һәққидики тәсвирләшкә мас келиду. У падиша Ахашверош (Ксеркс I) ордисида хизмәт қилидиған, кам дегәндә икки тилда сөзләйдиған әмәлдар еди. Мордикай дайим Шушандики падиша сарийиниң дәрвазисида олтиратти (Әстәр 2:19, 21; 3:3). Бу падишалиқ дәрвазиси һәйвәтлик бена болуп, орда әмәлдарлириниң хизмәт орни еди.
Тахтида тилға елинған Мардука билән Муқәддәс китаптики Мордикайниң һәйран қаларлиқ охшашлиғи бар. Улар охшаш бир вақитта, охшаш бир падиша ордисиниң әмәлдарлири болған. Бу барлиқ охшашлиқлар археологиялик байқашларда тилға елинған Мардука билән Әстәр китавида тәсвирләнгән Мордикайниң охшаш бир шәхс екәнлигини көрситиду.
a 1992-жили мутәхәссис Эдвин. М. Ямаучи Әстәр китавида учрайдиған он исимни тапқан.