42-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһваға садиқ болғанлар бәхитликтур
«Нәқәдәр бәхитликтур садақәтмән кишиләр, Йәһваниң қануни тутуп яшайдиғанлар» (ЗӘБ. 119:1, ЙД).
18-НАХША Худаниң чин муһәббити
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. а) Бәзи һөкүмәтләр Йәһваниң хәлқигә қарши немә иш қиливатиду, бирақ Униң хәлқи қандақ инкас қайтуриватиду? ә) Немә үчүн зиянкәшликкә учришимизға қаримай, хошал болалаймиз? (Муқавидики рәсимни изаһлаң.)
ҺАЗИР дуниядики 30дин көпирәк дөләттә бизниң паалийитимиз чәкләнгән яки мәнъий қилинған. Әшу дөләтләрниң бәзилиридә һөкүмәтләр қериндашлиримизни түрмигә ташлиған. Улар немә ишни хата қилған? Йәһваниң нәзәридә улар һечнемини хата қилмиған. Уларниң қилған ишлири болса, Муқәддәс китапни оқуш, тәтқиқ қилиш, иман-етиқади һәққидә башқилар билән параңлишиш вә қериндашлар билән җамаәт жиғилишлириға қатнишиш. Улар йәнә сәясий ишларға арилашмайду. Күчлүк қаршилиқларға қаримай, Худаниң бу хизмәтчилири Йәһваға садиққалған. Улар өз садақәтмәнлигини b сақлап қалғини үчүн интайин хошал.
2 Бәлким сиз бу җасарәтлик гувачиларниң бәзилириниң сүрәтлирини көрүп, уларниң күлүмсирәп турған чирайиға диққәт қилғансиз. Улар интайин хошал, чүнки улар Йәһваға садиқ қалғанда, Яратқучисиниң улардин мәмнун болидиғанлиғини билиду (Тар. 1-яз. 29:17а). Һәзрити Әйса мундақ дегән: «Һәққанийлиқ үчүн тәқипләнгәнләр [зиянкәшликкә учриғанлар, ЙД] бәхитлик... Хошал болуңлар һәм яйраңлар, чүнки асмандики мукапитиңлар бүйүктүр» (Мәт. 5:10—12).
БИЗ ҮЧҮН БИР ҮЛГӘ
3. Әлчиләр 4:19, 20-айәтләргә асасланғанда, биринчи әсирдики әлчиләр зиянкәшликкә қандақ инкас қайтурған вә немә үчүн шундақ қилған?
3 Бүгүнки күндә қериндашлиримиз биринчи әсирдики Әйсаниң әлчилиригә охшаш, вәз қилғини үчүн зиянкәшликкә учримақта. Йәһудийларниң Алий соти әлчиләрни қайта-қайта Әйсаниң исмини тилға елип сөзләшни тохтитишқа буйриған (Әлч. 4:18; 5:27, 28, 40). Әлчиләр қандақ инкас қайтурған? (Әлчиләр 4:19, 20ни оқуң). Улар техиму Алий һоқуқдарниң өзлиригә Әйса Мәсиһ һәққидә тәл-төкүс кишиләргә гувалиқ беришни буйриғанлиғини биләтти. Шуңа Петрус билән Йоһан барлиқ әлчиләргә вакаләтән җасарәт билән өзлириниң әшу сотчиларға әмәс, Худаға бойсунидиғанлиғини ейтип, Әйса һәққидә гувалиқ беришни тохтатмайдиғанлиғини җакалиған. Әмәлийәттә, улар әшу һоқуқдар кишиләргә мундақ соални қойған: «Силәр буйруғиңларни Худаниң буйриғидинму үстүн туриду демәкчимусиләр?»
4. Әлчиләр 5:27—29 айәтләрдә көрситилгәндәк, әлчиләр һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн қандақ үлгә қалдурған вә биз уларни қандақ үлгә қилалаймиз?
4 Әлчиләр инсанға әмәс, Худаға бойсунушта барлиқ Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн әҗайип үлгә қалдурған (Әлчиләр 5:27—29ни оқуң). Улар садақәтмәнлигини сақлиғини үчүн таяқ йегәндин кейин шат-хорам йәһудийларниң Алий сотидин чиқип кәткән һәмдә вәз қилишни тохтатмай давамлаштурған. Чүнки улар Әйсаниң исми үчүн зиянкәшликкә учриғанда, үмүтсизлинишниң орниға, хошаллиққа вә җасарәткә толған (Әлч. 5:40—42).
5. Қайси соалларға җавап тепишимиз керәк?
5 Әлчиләрниң қалдурған үлгиси бәзи соалларни пәйда қилиду. Мәсилән, уларниң инсанларға әмәс, бәлки Худаға бойсунуш қарари Муқәддәс китаптики һөкүмәткә бойсунуңлар дегән буйруқ билән мас келәмду? (Рим. 13:1) Әлчи Паул ейтқандәк, һөкүмәт вә һоқуқдарларға бойсунуш билән бирликтә Әң Алий Һөкүмран Худаға садақәтмәнлигимизни қандақ сақлалаймиз? (Тит. 3:1)
ҺӨКҮМРАН ҺӨКҮМӘТЛӘР
6. а) Римлиқларға 13:1-айәттә тилға елинған инсаний һөкүмәтләргә бизниң немә қилиш мәҗбурийитимиз бар? ә) Әйсаниң сөзлиридин бу дуниядики һәммә һөкүмранлар һәққидә немини билимиз?
6 Римлиқларға 13:1ни оқуң. Бу айәттә тилға алған һөкүмәтләр башқиларни башқуридиған күчи вә һоқуқи бар инсанларни көрситиду. Мәсиһ әгәшкүчилири чоқум бу һоқуқдарларға бойсунуши керәк. Улар җәмийәт тәртивини қоғдайду, қанунни иҗра қилиду, һәтта бәзидә Йәһваниң хәлқини қоғдайду. Шуңа Йәһва бизгә улар тәләп қилған баҗ, селиқ, қорқунуч вә һөрмәт беришни буйриған. Амма бу дуниядики һөкүмәтләргә һоқуқни Йәһва Худаниң Өзи бәргән. Буни Әйсаниң сорақ қилинғанда, Рим валийси Понтий Пилатқа ейтқан сөзлиридин ениқ көрүмиз. Пилат Әйсаниң җенини аман қалдуруш яки өлтүрүш һоқуқи барлиғини ейтқанда, һәзрити Әйса униңға шундақ дегән: «Сизгә бу һоқуқ жуқуридин берилмигән болса, мениң үстүмдин һечқандақ һакимийитиңиз болматти» (Йоһ 19:11). Худди Пилатқа охшаш, бүгүнки күндики барлиқ һоқуқдарлар вә сәясәтчиләрниң һоқуқи чәклик.
7. Қандақ вәзийәтләрдә инсаний һөкүмранларға бойсунмаслиғимиз керәк вә улар чоқум немини билиши керәк?
7 Бу дуниядики қанунлар Худаниң қануниға зит кәлмисә, Мәсиһ әгәшкүчилири инсан һөкүмәтлиригә бойсуниду. Амма Худа чәклигән ишларни қилишни тәләп қилса яки Худа қилишни тәләп қилған ишни чәклисә, биз уларға бойсунмаймиз. Мәсилән, улар яшлардин қолиға қурал елип, дөләт үчүн уруш қилишни тәләп қилиши c яки болмиса, Муқәддәс китапқа асасланған нәшир материаллиримизни, вәз ейтишимизни, жиғилишимизни чәклиши мүмкин. Һөкүмранлар һоқуқидин қалаймиқан пайдилинип, Мәсиһниң шагиртлириға зиянкәшлик қилғанда, улар чоқум Худаға җавап бериду. Йәһва һәммини көрүп туриду (Вәз 5:8).
8. Йәһва Худа билән инсаний һоқуқдарлар арисида қандақ пәриқ бар?
8 Һөкүмранларниң һоқуқи барлиғи раст. Улар җәмийәт үчүн пайдилиқ ишларни қилиши мүмкин. Амма бу һөкүмранларниң мукәммәл вә әң жуқури һоқуққа егә болғанлиғини билдүрмәйду. Пәқәт бирла мукәммәл, әң алий һоқуққа егә болғучи бар, У Яратқучи Йәһвадур. Муқәддәс китапта Йәһва Худа Әң Алий Болғучи дәп төрт қетим тилға елинған (Дан. 7:18, 22, 25, 27).
«ӘҢ АЛИЙ БОЛҒУЧИ»
9. Даниял пәйғәмбәр қандақ көрүнүшләрни көргән?
9 Даниял пәйғәмбәр көргән көрүнүшләр, Йәһваниң башқа барлиқ һөкүмранлардин үстүн туридиған әң алий һөкүмран екәнлигини ениқ көрсәткән. Даниял алди билән өтмүштә вә һазир һөкүмранлиқ жүргүзгән дуния күчлиригә символ қилинған чоң һайванни көргән. Улар Бабил, Мидия билән Парс, Греция, Рим вә һазирқи дуния күчи болған Англо-Америка (Дан. 7:1—3, 17). Кейин Даниял Йәһва Худаниң асмандики тәхттә олтарғанлиғини көргән (Дан. 7:9, 10). Әшу садиқ пәйғәмбәрниң көргәнлири бүгүнки күндики һоқуқдарлар үчүн бир агаһландуруш болуши керәк.
10. Даниял 7:13, 14, 27дики айәтләргә асасланғанда, Йәһва йәр йүзигә һөкүмранлиқ қилишни кимгә бериду вә бу Униң қандақ Худа екәнлигини испатлайду?
10 Даниял 7:13, 14, 27ни оқуң. Худа әшу барлиқ инсаний һөкүмранлардин һоқуқлирини тартивелип, уни шуниңға техиму лайиқ вә күчлүк шәхсләргә бериду. Инсан оғлиға охшаш биригә, йәни Әйса Мәсиһ вә әң Алий Болғучиниң муқәддәслири, йәни 144000 талланғанларға бирликтә мәңгү һөкүмранлиқ қилиш һоқуқини бериду (Дан. 7:18). Ениқки, Әң Алий Болғучи Йәһваниң шундақ қилиш һоқуқи бар.
11. Даниял пәйғәмбәр Йәһваниң әң Алий һөкүмран екәнлигини көрситидиған йәнә қандақ сөзләрни язған?
11 Даниял шу көрүнүш җәриянидә көргән вақиә униң сәл илгири баян қилған ишлири билән маслишиду. Даниял шундақ дегән: «Әрштики Худа падишаларни жиқитиду вә падишаларни тикләйду». Әң Улуқ Болғучи йәр йүзидики падишаларниң һөкүмрани. У падишалиқни кимгә беришни халиса, шуниңға бериду (Дан. 2:19—21; 4:17). Йәһва Худа илгири падишаларни тәхттин чүширип, падишаларни тәхткә чиқарғанму? Һә, шундақ қилған!
12. Қедимқи заманда Йәһва Худаниң падишаларни тәхттин чүшәргәнлигиниң бирқанчә мисалини ейтип бериң (Рәсимгә қараң.)
12 Тәңри Йәһва Өзиниң барлиқ һөкүмран һоқуқдарлардин жуқури туридиған әң Алий Һөкүмран екәнлигини ениқ көрсәткән. Буниң үч мисалини көрүп бақайли. Мисирлиқ пирәвн Йәһва Худаниң хәлқини қул қилған вә уларни азат қилишни қайта-қайта рәт қилған. Бирақ Худа хәлқини азат қилип, пирәвнни Қизил деңизда ғәриқ қилған (Чиқ. 14:26—28; Зәб. 136:15). Бабил падишаси Бәлшазар бир зияпәт өткүзүп, өзини улуқлап, асманларниң Худасиға қарши чиқип, Яратқучи Йәһвани әмәс, алтун-күмүчтин ясалған илаһларни мәдһийилигән (Дан. 5:22, 23). Бирақ Худа әшу һакавур адәмни әдәплигән. Шу күни кечиси Бәлшазар өлтүрүлүп, униң падишалиғи мидиянлар билән парсларниң қолиға тапшурулған (Дан. 5:28, 30, 31). Палестинаниң падишаси Һирод Агриппа I әлчи Яқупни өлтүргән вә Петрусни түрмигә ташлатқузған һәмдә уни өлтүрмәкчи болған. Бирақ Йәһва Һиродниң планини әмәлгә ашурушиға тосқунлуқ қилған. Худаниң пәриштиси уни урған вә у өлгән (Әлч. 12:1—5, 21—23).
13. Йәһва Худаниң барчә иттипақлашқан һөкүмранларни қандақ йоқ қилғанлиғи һәққидә бир мисални ейтип бериң.
13 Тәңри Йәһва йәнә барлиқ иттипақлашқан һөкүмранлардин үстүн туридиғанлиғини көрсәткән. У исраиллар үчүн җәң қилған вә уларниң иттипақ түзгән қананлиқ 31 падишани йоқ қилип, вәдә қилған зиминниң көп қисмини егиливелишигә ярдәм бәргән (Йәшуа 11:4—6, 20; 12:1, 7, 24). Йәһва Худа йәнә Исраил хәлқигә қарши урушқа чиққан падиша Бәнһадад вә башқа сүрийәлик 32 һөкүмранни һалак қилған (Пад. 1-яз. 20:1, 26—29).
14, 15. а) Небуқаднисар вә Дариус падиша Йәһваниң һөкүмранлиғи һәққидә немә дегән? ә) Зәбур язғучиси Йәһва Худа вә Униң хәлқи һәққидә немә дәйду?
14 Тәңри Йәһва өзиниң барлиқ иттипақ түзгән һөкүмранлардин үстүн туридиған Әң Алий Һөкүмран екәнлигини қайта-қайта испатлиған. Бабил падишаси Небуқаднисар Һәммигә Қадир Йәһвани кәмтәрлик билән етирап қилишниң орниға, өзиниң күч-қудрити вә шан-шәрипи билән махтанған. Нәтиҗидә, Худа уни уруп, сараң қилип қойған. Қайта әслигә кәлгәндин кейин Небуқаднисар Әң Алий Болғучи Йәһвани махтап, Униң мәңгүлүк һөкүмранлиқ һоқуқини етирап қилған. У йәнә: «Униң қолини ким тосиялисун»,— дегән (Дан. 4:30, 33—35, КТ). Даниялниң Худаға болған садақәтмәнлиги синалған вә Йәһва уни шир өңкүридин қутулдурғандин кейин падиша Дариус шундақ буйруқ чүшәргән: «Һәр бир жуттики пухралар Даниялниң Худаси алдида титрәп қорқсун! Чүнки У Мәңгү Һаят Худадур, мәңгү мустәһкәм өзгәрмәстур, Униң падишалиғи һалак қилинмас» (Дан. 6:7—10, 19—22, 26, 27, КТ).
15 Зәбур язғучиси күзәткәнлири һәққидә мундақ язған: «Йәһва Худа бутпәрәсләрниң нийәтлирини ғулитип, хәлиқләр реҗилирини вәйран қилди». У мундақ қошуп қойған: «Йәһва Илаһниң хәлқи бәхитликтур вә У Өзигә мирасқа таллиған қәбилә нәқәдәр тәләйлик!» (Зәбур 33: 10, 12). Бу һәқиқәтән Йәһва Худаға садиқ болуп қелишимизниң интайин яхши сәвәвидур!
ӘҢ АХИРҚИ ҖӘҢ
16. Дәһшәтлик чоң балаю апәт мәзгилидә, Йәһва Худаниң немә қилидиғанлиғиға ишинәләймиз? (Рәсимгә қараң.)
16 Биз Йәһва Худаниң өтмүштә немиләрни қилғанлирини оқудуқ. Ундақта, У йәнә йеқин кәлгүсидә немә қилмақчи? Биз шуниңға ишинимизки, алдимиздики дәһшәтлик чоң балаю апәт мәзгилидә, Йәһва Худа Өзиниң садиқ хизмәтчилирини қутқузиду (Мәт. 24:21; Дан. 12:1). Магог зиминидин болған Гог дәп аталған милләтләр иттипақи дунияниң һәрқайси җайлиридики Тәңри Йәһваниң садиқ хизмәтчилиригә рәһимсизларчә һуҗум қилғанда, Йәһва Өз хизмәтчилирини қоғдайду. Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатиға әза болған 193 дөләт әшу иттипаққа қошулған һаләттиму, Әң Алий Болғучи вә Униң әрштики қошунлириға қарши җәң қилалмайду! Йәһва Худа вәдә берип мундақ дәйду: «Мән Өзүмни улуқлап, Өзүмни пак-муқәддәс дәп көрситимән вә нурғун әлләрниң көз алдида намайән болимән, улар Мениң Пәрвәрдигар [Йәһва, ЙД] екәнлигимни тонуп йетиду» (Әзәк. 38:14—16, 23, КТ; Зәб. 46:10).
17. Йәр йүзидики падишалар вә Йәһваға садиқ қалғанларниң келәчиги һәққидә Муқәддәс китапта немә бәшарәт қилинған?
17 Гогниң һуҗуми әң ахири җәңгә, йәни Армагеддон урушиға йол ачиду. Шу чағда Тәңри Йәһва йәр йүзидики пүткүл падишаларни гумран қилиду (Вәһ. 16:14, 16; 19:19—21). «Һәққанийлар йәрдә яшайду вә әйипсизләр униңда қалиду» (Пәнд н. 2:21).
ЧОҚУМ ЙӘҺВА ХУДАҒА САДИҚ ҚЕЛИШИМИЗ КЕРӘК
18. Нурғунлиған һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилири немә қилишни қәтъий қарар қилған вә немә үчүн? (Даниял 3:28)
18 Әсирләрдин бу ян нурғунлиған һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилири Йәһвани чин қәлбидин сөйүп, Уни өзлириниң һөкүмрани сүпитидә қобул қилған. Буниң үчүн улар өз әркинлигини, һәтта һаятини хәтәргә тәвәккәл қилған. Улар өтмүштә Әң Алий Болғучи Йәһваға садиқ қелишни қәтъий қарар қилған үч ибраний жигиткә охшайду. Улар садиқ қалғини үчүн от көйүп турған очаққа ташланған еди. Амма Йәһва Худа уларни қутқузуп қалған (Даниял 3:28ни оқуң).
19. Йәһва Өз хәлқини немигә асасән һөкүм қилиду вә һазир биз чоқум немә қилишимиз керәк?
19 Зәбур язғучиси Давут Худаға садиқ болуп қелишниң муһимлиғи тоғрисида мундақ язған: «Йәһва хәлиқләрни сотлайду. Маңа Йәһва һәқиқитим вә нуқсансизлиғим бойичә несивини бериду» (Зәб. 7:8). Давут падиша йәнә мундақ язған: «Садиқилиғим вә һәққанийлиғим мени қоғдисун» (Зәб. 25:21, ЙД). Йәһва Худаға садиқ қелиш, йәни қандақ ишларға дуч келишимиздин қәтъийнәзәр, Униңға болған садақәтмәнлигимизни сақлаш һаят кәчүрүшниң әң яхши усулидур! Шундақ қилғинимизда, бизму Зәбур язғучисиға охшаш һис-туйғуға чөмүмиз: «Йәһваниң Қануни бойичә яшиғанлар, кимниң йоли нуқсансиз болса, ушбу кишиләр бәхитликтур» (Зәб. 119:1).
32-НАХША Тәврәнмәй чиң турайли!
a Муқәддәс китап Мәсиһ әгәшкүчилирини өзи үстидики һоқуқдарларға, йәни бу дуниядики һөкүмәтләргә бойсунушқа дәвәт қилиду. Амма бәзи һөкүмәтләр Йәһваға ибадәт қилғучиларға очуқ ашкарә қарши туриду. Ундақта қандақ қилип һөкүмран инсанларға бойсуналаймиз вә давамлиқ Йәһваға болған садақәтмәнлигимизни сақлалаймиз?
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Йәһваға болған садақәтмәнликни сақлаш, һәтта еғир синақларға дуч кәлгәндиму, Униңға вә Униң һөкүмранлиғиға болған вападарлиқни көрситиду.
c Бу журналдики «Қедимда исраиллар урушларға қатнашқан. Биз немә үчүн қатнашмаймиз?» намлиқ мақалини оқуң.