Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Қедимда исраиллар урушларға қатнашқан. Биз немә үчүн қатнашмаймиз?

Қедимда исраиллар урушларға қатнашқан. Биз немә үчүн қатнашмаймиз?

«ӘГӘР араңларда бири Франциягә яки Англиягә қарши уруш қилишни рәт қилса, һәммиңлар өлүсиләр!» Иккинчи дуния урушида нацист офицери бир топ Йәһва гувачилириға шундақ вақириған еди. Гәрчә әтрапида толуқ қуралланған нацист әскәрлири болсиму, аримиздин һечким Йәһваниң қануни бузмиди. Бу һәқиқәтән әҗайип җасарәт! Бу Йәһва гувачилириниң урушларға болған көзқаришини яхши чүшәндүридиған мисал. Биз бу дунияниң урушлириға қатнишишни рәт қилимиз. Һәтта биз өлүм тәһдидигә дуч кәлсәкму, һәрқандақ урушларға қатнашмай, бетәрәпликни сақлап қалимиз.

Лекин өзини Мәсиһ әгәшкүчилири дәп аталғанларниң һәммисила бу көзқарашни қобул қилмайду. Көплигән Мәсиһ әгәшкүчилири өз дөлитимизни қоғдаш керәк дәп қарайду. Улар мундақ сориши мүмкин: «Худаниң хәлқи болған қедимқи исраиллар урушларға қатнашқан. Ундақта немә үчүн бүгүнки күндә Мәсиһ әгәшкүчилири урушларға қатнашмаслиғи керәк?» Сиз буниңға қандақ җавап берәттиңиз? Қедимқи Исраил хәлқи билән һазирқи Худа хәлқиниң вәзийитидә чоң пәриқ бар дәп чүшәндүрсиңиз болиду. Һазир бәш пәриқни көрүп байқайли.

1. ХУДАНИҢ ХӘЛҚИ БИР МИЛЛӘТ

Өтмүштә Йәһва Худа бир милләтни Өзиниң хәлқи болушқа таллиған еди. У исраилларни Өзиниң алаһидә мүлки дәп атиған (Чиқ. 19:5). Худа йәнә уларға алаһидә бир зиминни бәргән. Шуңа Худа исраилларға башқа хәлиқләргә қарши уруш қилишни буйриғанда, улар өзлиригә охшаш Йәһваға ибадәт қилидиған кишиләр билән уруш қилмиған яки уларни өлтүрмигән a.

Бүгүн күндә Йәһва Худаға ибадәт қилидиғанлар «барлиқ милләтләрдин, қәбилиләрдин, хәлиқләрдин вә тиллардин» келип чиққан (Вәһ. 7:9). Әгәр Худа хәлқи урушқа қатнишидиған болса, улар өзлириниң етиқатчи қериндашлириға қарши уруш қилип, һәтта уларни өлтүрүши мүмкин еди.

2. ЙӘҺВА ХУДА ИСРАИЛЛАРНИ УРУШ ҚИЛИШНИ БУЙРИҒАН

Өтмүштә Йәһва Худа исраилларниң қайси вақитта вә немә үчүн уруш қилиши керәклигини Өзи қарар қилатти. Мәсилән қананлиқлар җинларға чоқунуш, җинсий әхлақсизлиқ вә балиларни қурбанлиқ қилиш билән тонулған еди. Уларни йоқ қилиш үчүн Худа исраилларни улар билән уруш қилишқа буйриған. Йәһва Худа йәнә исраилларни Вәдә қилинған зиминда шундақ яманлиқ қилғанларни йоқ қилишқа буйриған. Шундақ қилғандила, исраиллар бу яман ишлардин жирақ туратти (Лав. 18:24, 25). Исраиллар Вәдә қилинған зиминға маканлашқандин кейин Худа бәзидә исраилларни залим дүшмәнләрдин қоғдаш үчүн җәң қилишқа рухсәт бәргән (Сам. 2-яз. 5:17—25). Лекин Йәһва Худа һечқачан исраилларниң уруш қилишни өзлири қарар қилишиға рухсәт бәрмигән. Улар өзлири қарар чиқирип урушқа барғанда, һәрдайим ечинарлиқ ақивәткә дучар болған (Сан. 14:41—45; Тар. 2-яз. 35:20—24).

Бүгүн күндә Йәһва Худа инсанларни уруш қилишқа буйримайду. Инсанлар Худаниң ирадиси үчүн әмәс, бәлки өз нийәт-мәхсәтлири үчүн уруш қилишиду. Улар көпирәк зиминға, пулға егә болуш яки сәясий көзқарашларни илгири сүрүшни халайду. Амма бәзиләр диний етиқадини қоғдаш яки Худаниң дүшмәнлирини өлтүрүш үчүн Алланиң намидин уруш қилимиз десичу? Йәһва Худа һәқиқий хизмәтчилирини қоғдап, Өзиниң дүшмәнлирини келәчәктә болидиған Армагедон урушида йоқ қилиду (Вәһ. 16:14, 16). Бу урушқа инсанлар әмәс, бәлки Худа яратқан роһий шәхсләр қатнишиду (Вәһ. 19:11—15).

3. ИСРАИЛЛАР ЙӘҺВА ХУДАҒА ИШӘНГӘНЛӘРНИ ӨЛТҮРМИГӘН

Исраилларниң Ериха шәһирини егәллиши үчүн Йәһва җәң қилған. Бүгүнки күндә У һәрқандақ бир дөләт үчүн җәң қиламду?

Өтмүштә Исраил әскәрлири Худаға ишәнгәнләргә һәрдайим рәһим-шәпқәт көрсәткән еди. Амма пәқәт Йәһва Худа Өзи өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларни өлтүргән. Икки мисалға диққәт қилиң. Гәрчә Йәһва Худа Ериха шәһирини вәйран қилишқа буйриған болсиму, Раһаб вә униң өйдикилири Йәһваға ишәнч қилғини үчүн исраиллар уларни аман қалдурған (Йәшуа 2:9—16; 6:16, 17). Кейин гибеонлуқлар Худаға һөрмәтләйдиғанлиғини көрсәткәч, пүтүн Гибеон шәһири аман қалған еди (Йәшуа 9:3—9, 17—19).

Бүгүнки күндә уруш қиливатқан дөләтләр Худаға ишинидиғанларниму өлтүриду. Бәзи вақитларда шундақ тоқунушларда бегуна пухралар өлүп кетиду.

4. ИСРАИЛЛАР ХУДАНИҢ КӨРСӘТМИСИ БОЙИЧӘ УРУШ ҚИЛИШИ КЕРӘК

Өтмүштә Йәһва Худа Исраил әскәрлиридин Униң көрсәтмиси бойичә уруш қилишни тәләп қилған. Мәсилән, Худа бәзидә уларни дүшмәнлири билән течлиқ орнитишқа буйриған (Қ. шәр. 20:10). Йәһва йәнә Исраил қошунлиридин өзлирини вә қараргаһини пакиз тутушни вә әхлақ өлчәмлиригә бойсунушни тәләп қилған (Қ. шәр. 23:9—14). Әтрапидики башқа хәлиқләрниң әскәрлири дайим өзлири илгири бесивалған зиминлардики аялларға басқунчилиқ қилған еди. Бирақ Йәһва Худа исраилларниң бундақ қилишиға рухсәт қилмиған. Әмәлийәттә, исраиллар бир шәһәрни егиләп, бир ай өтмигичә әсиргә елинған аял билән той қилалматти (Қ. шәр. 21:10—13).

Бүгүнки күндә көпинчә дөләтләр бәзи қаидиләр бойичә уруш қилиш келишимигә имза қойған. Амма улар әшу аддий пухраларни қоғдаш үчүн түзгән қаидә-қанунларға һәрдайим әмәл қилмайду.

5. ХУДА ӨЗ ХӘЛҚИ ҮЧҮН ҖӘҢ ҚИЛҒАН

Йәһва Худа Ерихаға қарши уруш қилғанда, Раһаб вә униң аилиси аман қалғандәк, бүгүнки күндики урушларда садақәтмән хизмәтчилири аман қаламду?

Өтмүштә Йәһва Худа исраиллар үчүн җәң қилған вә мөҗүзә арқилиқ дайим уларниң урушларда ғәлибә қилишиға ярдәм бәргән еди. Мәсилән, Йәһва Худа исраилларниң Ериха шәһирини егәллишигә қандақ ярдәм қилған? Йәһва Худаниң буйруғи бойичә «хәлиқ... қаттиқ вақириғанда, Йериханиң сепили һулиғичә өрүлүп, вәйран болди», шуңа исраиллар шәһәрни асанла бесивалған (Йәшуа 6:20). Улар аморийлар билән җәң қилғанда, уларни қандақ йәңгән? «Йәһва Өзи уларға асмандин... йоған ташларни ташлиди. Мөлдүрниң ташлиридин өлгәнләрниң сани Исраил оғуллири қилич билән өлтүргәнләрдин көпирәк болди» (Йәшуа 10:6—11).

Бүгүнки күндә Йәһва Худа һечқандақ бир хәлиқ үчүн җәң қилмайду. Униң Падишалиғи вә Униң Падишаси болған Әйса «бу дуниядин әмәс» (Йоһ. 18:36). Барлиқ инсаний һөкүмәтләр үстидин Шәйтан һөкүмранлиқ қиливатиду. Дуниядики рәһимсиз урушлар униң рәзил миҗәз-хулқини әкс әттүриду (Луқа 4:5, 6; Йоһ. 1-х. 5:19).

ЙӘҺВА ГУВАЧИЛИРИ ТЕЧЛИҚПӘРВӘР КИШИЛӘР

Көргинимиздәк, бизниң бүгүнки вәзийитимиз қедимқи исраилларға охшимайду. Бирақ бу пәриқләр урушқа қатнашмайдиғанлиғимизниң бирдин-бир сәвәплири әмәс. Башқиму сәвәплири бар. Мәсилән, Худа ахирқи заманда Өзигә пак ибадәт қилидиған кишиләрниң һәммиси җәң қилишни үгәнмәйдиғанлиғи һәққидә бәшарәт бәргән (Йәшая 2:2—4). Униңдин башқа, Әйса Мәсиһ өз шагиртлириниңиң бу дунияға мәнсүп әмәслигини ейтқан, улар дуниядики тоқунушларда бетәрәпликни сақлайду (Йоһ. 15:19).

Мәсиһ Әйса йәнә әгәшкүчилирини башқа ишларниму қилишқа үндигән. У уларға аччиқлиниш, ғәзәплиниш вә уруш-җедәлни кәлтүрүп чиқиридиған миҗәз-хулуқтин жирақ турушни буйриған (Мәт. 5:21, 22). Униңдин башқа, у әгәшкүчилиригә течлиқпәрвәр болуп, дүшмәнлирини сөйүшни үгәткән (Мәт. 5:9, 44).

Биз немә қилишимиз керәк? Бәлким биз урушқа қатнишишни халимаймиз. Бирақ җамаәттә бирини дүшминимиздәк һис қилимизму? Шундақ һис-туйғуни қәлбимиздин жулуп ташлаш үчүн давамлиқ тиришайли (Яқуп 4:1, 11).

Дөләтләр арисидики уруш-тоқунушларға арилишишниң орниға, өз ара инақ-иттипақ өтүп, меһир-муһәббәтни күчәйтәйли (Йоһ. 13:34, 35). Йәһва Худаниң урушларни мәңгүгә йоқ қилидиған күнини төрт көзүмиз билән күтүп, бетәрәпликни сақлашқа бәл бағлайли (Зәб. 46:9).

a Бәзидә исраил қәбилилири бир-бири билән уруш қилған. Лекин Йәһва Худа шундақ ички урушларни өч көргән еди (Пад. 1-яз. 12:24). Шундақтиму, айрим вәзийәтләрдә Худа шундақ уруш-җедәлләргә рухсәт қилған, чүнки бәзи қәбилиләр Йәһва Худадин үз өргән яки еғир гуналарни өткүзгән еди (Һак. 20:3—35; Тар. 2-яз. 13:3—18; 25:14—22; 28:1—8).