43-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Һәқиқий даналиқ товлимақта
«Һәқиқий даналиқ товлимақта кочида, авазни яңратмақта мәйданларда» (ПӘНД Н. 1:20, ЙД).
11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Бүгүнки күндә нурғун кишиләр даналиқниң чақириғиға қандақ җавап қайтуриду? (Пәнд-нәсиһәтләр 1:20, 21)
НУРҒУН дөләтләрдә Йәһва гувачилириниң хошал-хорам нәшир материаллиримизни кочидин өткән-кәчкәнләргә бериватқанлиғини көрәләттуқ. Сизму мошу усулда вәз ейтиш хизмитигә қатнишип баққанму? Қатнишип баққан болсиңиз, шәк-шүбһисизки, Пәнд-нәсиһәтләр китавидики даналиқ мәйданларда кишиләрни өз мәслиһитигә қулақ селишқа чақириду дегән сөзләр һәққидә ойландиңиз (Пәнд-нәсиһәтләр 1:20, 21ни оқуң). Муқәддәс китап вә нәшрий материаллиримизда һәқиқий даналиқ бар. Бу Йәһвадин кәлгән даналиқ. Кишиләр дәл буниңға еһтияҗлиқ, чүнки даналиқ уларни мәңгүлүк һаятлиққа йетәкләйду. Бәзи кишиләр қолумиздин нәшир материалларни алса, хошал болуп кетимиз. Бирақ һәммиси алмайду. Бәзилири Муқәддәс китапта немә дейилгәнлигини билишни халимайду. Башқилири бизни мәсхирә қилип күлиду. Улар униң бүгүнки күндә биз үчүн пайдиси йоқ дәп ойлайду. Йәнә бәзилири Муқәддәс китапниң әхлақ өлчәмлири һәққидики тәлимлирини тәңқит қилип, әшу өлчәмләр билән яшиғанларни қопал вә тәңқит қилишқа амрақ, алдирап һөкүм чиқиридиған кишиләр дәп әйипләйду. Бирақ Йәһва меһрибанлиқ билән давамлиқ барчә кишиләргә Өз даналиғиға еришиш пурситини бериду. Буниң бирқанчә йолини көрүп чиқимиз.
2. Бүгүнки күндә һәқиқий даналиққа қәйәрдин еришәләймиз? Бирақ көпинчә адәмләр немә қилишни таллайду?
2 Йәһваниң һәқиқий даналиқни аңлитишиниң бир йоли — Өз Сөзи болған Муқәддәс китап. Һәммила адәм дегидәк у китапни оқалайду. Ундақта, Муқәддәс китапқа асасланған нәшир материаллиримизчу? Бизниң миңдин артуқ тилларда нәшир материаллиримиз бар. Йәһваниң бу бәрикитигә рәхмәт ейтимиз. Даналиққа қулақ салғанлар, йәни уларни оқуп үгәнгәнлирини әмәлий қолланғанлар буниң пайдисини көриду. Бирақ көпинчә кишиләр һәқиқий даналиқниң авазиға қулақ селишқа сәл қарайду. Улар қарар чиқарғанда, өз әқлигә тайинишни яки башқа инсанларниң сөзлиригә қулақ селишни яхши көриду. Муқәддәс китапта йезилғанларға әмәл қилишни таллисақ, улар һәтта бизни көзгә илмаслиғи мүмкин. Бу мақалидә немә үчүн кишиләрниң бундақ инкас қайтуридиғанлиғини муһакимә қилимиз. Бирақ авал Йәһваниң даналиғиға қандақ еришәләйдиғанлиғимизни көрүп бақайли.
ЙӘҺВА ХУДАНИҢ БИЛИМИ ДАНАЛИҚҚА ЕРИШТҮРИДУ
3. Һәқиқий даналиқ немиләрни өз ичигә алиду?
3 Даналиқ биз билидиған билим асасида тоғра қарарларни чиқириш қабилийитидур. Бирақ һәқиқий даналиқ техиму көпирәк нәрсини өз ичигә алиду. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Йәһва Рәббниң алдида қорқуш — бу даналиқниң бешидур. Әң Муқәддәс тоғрилиқ билимләр инсанни зерәк қилиду» (Пәнд н. 9:10). Шуңа биз муһим қарарни чиқарғанда, чоқум әң муқәддәс болғучи Йәһваниң ой-пикригә асаслинип, қарар чиқиришимиз керәк. Буниң үчүн Муқәддәс китап вә униңға асасланған нәшир материаллиримизни тәтқиқ қилип үгинишимиз лазим. Шундақ қилсақ, һәқиқий даналиққа егә болғанлиғимизни көрситимиз (Пәнд н. 2:5—7).
4. Немә үчүн пәқәт Йәһва Худа бизгә һәқиқий даналиқни берәләйду?
4 Пәқәт Йәһва Худа бизгә һәқиқий даналиқни берәләйду (Рим. 16:27). Немә үчүн У даналиқниң мәнбәси? Биринчидин, Йәһва Яратқучидур вә Униң Өзи яратқан нәрсиләр һәққидә чоңқур билими бар (Зәб. 104:24). Иккинчидин, барлиқ иш-һәрикәтлири Униң даналиғини әкс әттүриду (Рим. 11:33). Үчинчидин, Тәңри Йәһваниң дана нәсиһити һемишәм нәсиһәткә қулақ салғанлар үчүн пайдилиқ (Пәнд н. 2:10—12). Әгәр һәқиқий даналиққа еришмәкчи болсақ, чоқум бу асасий һәқиқәтләрни қобул қилишимиз вә қарар чиқарғанда яки мәлум ишни қилғанда, шу һәқиқәтләрниң бизни йетәклишигә йол қоюшимиз керәк.
5. Йәһвадин келидиған һәқиқий даналиқни қобул қилишни рәт қилғанда, буниң ақивети қандақ болиду?
5 Биз вәз хизмитидә учратқан нурғун кишиләр әтрапимиздики тәбиәтниң әҗайип лайиһиләнгәнлигини етирап қилиду. Бирақ улар Яратқучиниң барлиғини инкар қилип, тәдриҗий тәрәққият нәзәрийисигә ишинидиғанлиғини ейтишиду. Биз учратқан йәнә бәзи кишиләр Худаға ишинидиғанлиғини ейтиду. Амма улар Муқәддәс китапниң өлчәм-қаидилириниң вақти өтти дәп қарап, өзи халиған йолда меңишни таллайду. Буниң нәтиҗиси қандақ болди? Улар Худаға әмәс, өз әқил-параситигә таянғини үчүн бу дуния техиму яхши бир җайға айландиму? Улар һәқиқий хошаллиқ таптиму яки кәлгүси үчүн ишәнчилик үмүткә ериштиму? Әтрапимизға қарисақ, мону сөзләрниң һәқиқәт екәнлигигә қайил болимиз: «Йәһва Рәббкә қарши йә даналиқ, йә әқил, йә мәслиһәт йоқтур!» (Пәнд н. 21:30). Бу бизни давамлиқ Йәһва Худадин һәқиқий даналиқни сорашқа дәвәт қилиду. Наһайити әпсус, көпинчә кишиләр шундақ қилмайду. Немә үчүн?
НЕМӘ ҮЧҮН КИШИЛӘР ҺӘҚИҚИЙ ДАНАЛИҚНИ РӘТ ҚИЛИДУ
6. Пәнд-нәсиһәтләр 1:22—25 айәткә асасланғанда, кандақ кишиләр даналиқниң авазини аңлимаслиққа селивалиду?
6 Кочида һәқиқий даналиқ товлаватсиму, нурғун кишиләр аңлимаслиққа селивалиду. Муқәддәс китап даналиқни рәт қилидиған үч түрлүк инсанлар бар дәйду: «наданлар», «мәсхирә қилғучилар» вә «әқилсизләр» (Пәнд-нәсиһәтләр 1:22—25ни оқуң). Ундақта, мундақ кишиләрниң Худадин кәлгән даналиқни рәт қилишиға немә сәвәп болидиғанлиғини вә шундақла улардәк болуп қалмаслиқ үчүн немидин қечишимиз керәклигини тәпсилий көрүп бақайли.
7. Немишкә бәзиләр җаһил болуп қелишни таллайду?
7 «Наданлар» болса, асанла ишинидиған яки алдинип қалидиған надан кишиләр (Пәнд н. 14:15). Биз вәз хизмитидә дайим мундақ кишиләрни учритимиз. Мәсилән, диний яки сәясий рәһбәрләр тәрипидин аздурулуп кетиватқан миллионлиған инсанларни ойлап көрүң. Бәзиләр әшу рәһбәрләрниң өзлирини алдиғанлиғини билгәндә, қаттиқ чөчүп кетиду. Бирақ Пәнд-нәсиһәтләр 1:22-айәттә тилға елинған кишиләр өз наданлиғида қелишни таллайду, чүнки улар буни яхши көриду (Йәр. 5:31). Улар өзлириниң хаһишиға әгишишни яқтуриду вә Муқәддәс китапниң немә дегәнлигини үгинишни яки униң өлчимигә әмәл қилишни халимайду. Нурғун кишиләр Канадиниң Квебек шәһәрдики бир ихласмән диндар аялға охшаш һис қилишиду. У аял, кәлгән Гувачиға мундақ дегән: «Әгәр диний рәһбиримиз бизни аздурған болса, у бизниң хаталиғимиз әмәс, бәлки униң хаталиғи». Биз һәргизму шундақ қәстән җаһиллиқ қилидиған кишиләрдәк болуп қелишни халимаймиз (Пәнд н. 1:32; 27:12).
8. Даналиққа еришишкә немә ярдәм бериду?
8 Муқәддәс китап бизни җаһил болмай, бәлки әқил-идрәктә йетилгән киши болушқа үндәйду (Кор. 1-х. 14:20). Буниң нурғун яхши сәвәплири бар. Биз Муқәддәс китап принциплирини һаятимизда қоллиниш арқилиқ һәқиқий даналиққа еришәләймиз. Әгәр шундақ қилсақ, Муқәддәс китапниң аварчилиқлардин хали болуп, дана қарарларни чиқиришимизға ярдәм берәләйдиғанлиғини көрәләймиз. Чиқарған қарарлиримизни дайим тәкшүрүп туришимиз керәк. Әгәр сиз хелила бир мәзгил Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгәнгән вә жиғилишларға қатнашқан болсиңизму, техи өзүңизни Йәһваға беғишлимиған вә чөмдүрүлмигән болсиңиз, өзүңиздин немә үчүн бу қәдәмни басмиғанлиғиңиз һәққидә сорап көрүң. Әгәр суға чөмдүрүлгән болсиңиз, хуш хәвәрни вәз қилиш вә яхши тәлим бәргүчи болуш үчүн тиришиватамсиз? Қарарлириңиз Муқәддәс китап принциплириға әгишиватқанлиғиңизни көрситәмду? Башқиларға муамилә қилғанда, Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас пәзиләтләрни көрситиватамсиз? Әгәр өзгәртидиған тәрәплириңиз барлиғини байқисиңиз, наданларни дана қилидиған Йәһва Худаниң әскәртишлиригә диққәт қилиң (Зәб. 19:7).
9. Мәсхирә қилғучилар даналиқни рәт қилғанлиғини қандақ көрситиду?
9 Кишиләрниң иккинчи түри болса, Худадин кәлгән даналиққа сәл қарайдиған мәсхирә қилғучилардур. Бәзи вақитларда биз вәз хизмәттә ундақ кишиләрни учритип қалимиз. Улар башқиларни заңлиқ қилишқа амрақ (Зәб. 123:4). Муқәддәс китап ахирқи заманниң күнлиридә мәсхирә қилғучиларниң көп болидиғанлиғи һәққидә агаһландурған (Пет. 2-х. 3:3, 4). Худди һәққаний киши Лутниң күйоғуллиридәк бәзи инсанлар бүгүнки күндә Худадин кәлгән агаһландурушқа қулақ салмайду (Ярит. 19:14). Нурғунлири Муқәддәс китаптики қанунларға бойсунуп яшаватқанларни заңлиқ қилип күлишиду. Уларниң бундақ қилишидики сәвәп, улар өзиниң арзу-һәвәслиригә әгишишни халайду (Йәһ. 7, 17, 18). Муқәддәс китапта мәсхирә қилғучилар бәзи сөз-ибариләр билән тәсвирләнгән. Әшу ипадиләр һәқиқәттин йүз өргән вә Йәһвани рәт қилғанларға интайин мас келиду.
10. Зәбур 1:1-айәттә ейтилғандәк, мәсхирә қилғучиларниң йолида меңип қелиштин өзүмизни қандақ сақлалаймиз?
10 Қандақ қилғанда биз мәсхирә қилғучиларниң йолида меңип қелиштин өзүмизни сақлап қалалаймиз? Буниң бир йоли — башқиларни тәңқит қилғанлар билән арилишиштин сақлиниш (Зәбур 1:1ни оқуң). Демәк, биз һәқиқәттин йүз өргәнләрниң сөзлирини аңлимаймиз яки язғанлирини оқумаймиз. Еһтият қилмисақ, асанла тәңқит қилишқа амрақ роһни йетилдүрүп, Йәһваниң тәшкилати бәргән көрсәтмиләрдин яки Йәһвадин гуманлинишқа башлишимиз мүмкин. Мошундақ йолға кирип қелиштин сақлиниш үчүн өз-өзүмиздин мундақ дәп сорап көрсәк болиду: Биз йеңи йол-йоруқларни яки чүшәндүрүшләрни аңлиғанда, мән дайим ағринип жүримәнму? Йетәкчилик қилидиған етиқатдашлардин хаталиқ издәп жүримәнму? Өзүмиздики мундақ хаһишларни дәрһал түзәтсәк, Йәһва биздин хурсән болиду (Пәнд н. 3:34, 35).
11. Әқилсизләр Йәһваниң әхлақ өлчәмлиригә қандақ қарайду?
11 Үчинчи түрдики кишиләр болса, даналиқни рәт қилидиған әқилсизләр. Улар надан кишиләр, чүнки Йәһваниң әхлақ өлчәм қаидилиригә мас яшашни рәт қилиду. Улар өз көзидә тоғра дәп қариған ишларни қилиду (Пәнд н. 12:15). Даналиқниң мәнбәси болған Йәһвани рәт қилиду (Зәб. 53:1). Биз вәз хизмитидә уларни учратқанда, Муқәддәс китапниң өлчәмлирини һөрмәтлигинимиз үчүн, улар дайим қопаллиқ билән бизни тәңқит қилиду. Бирақ улар бизниң яхширақ турмуш кәчүрүшимиз үчүн мәслиһәт берәлмәйду. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Надан һәқ даналиққа йетәлмәс, у сот дәрвазилири алдида ағзиниму ачалмас» (Пәнд н. 24:7). Ахмақларниң ейталиғидәк һәқиқий дана сөзлири йоқ. Шуңа Йәһва бизни улардин жирақ турушқа агаһландуриду (Пәнд н. 14:7).
12. Әқилсизләрниң йолида меңип қелиштин сақлинишимизға немә ярдәм бериду?
12 Биз Худадин кәлгән нәсиһәтни өч көридиған кишиләргә охшимаймиз. Әксинчә, Худаниң барлиқ қанунлирини өз ичигә алған Униң көзқарашлирини сөйүшни үгинимиз. Сиз итаәтчанлиқ билән итаәтсизликниң қандақ ақивәт елип келидиғанлиғини селиштуруш арқилиқ өз сөйгүңизни күчәйтәләйсиз. Йәһваниң дана мәслиһәтлирини наданларчә рәт қилип, өз бешиға қийинчилиқларни кәлтүргәнләрни күзитип беқиң. Андин кейин Худаға итаәт қилғиниңиз үчүн һаятиңизниң қанчилик яхши болғанлиғи һәққидә ойлинип көрүң (Зәб. 32:8, 10).
13. Йәһва Өзиниң дана нәсиһитигә қулақ селишқа бизни зорламду?
13 Йәһва һәммә адәмгә даналиққа еришиш пурситини бериду. Бирақ уни һечкимни қобул қилишқа зорлимайду (Пәнд н. 1:29—32). У даналиққа қулақ салмайдиғанларниң қандақ ақивәткә қалидиғанлиғини тәсвирлигән. Йәһваға итаәт қилмаслиқни таллиғанлар, қилған ишлириниң аччиқ мевисини йәйду. Вақит кәлгәндә уларниң турмуш кәчүрүш усули өзлиригә азап-оқубәт, қийинчилиқ вә ахирида һалакәтни елип келиду. Йәнә бир тәрәптин, Йәһваниң дана мәслиһәтлиригә қулақ салғанлар вә уни һаятида әмәлий қолланғанлар Яратқучиниң мону вәдисигә еришиду: «Мени тиңшиған бехәтәрликтә һәм течлиқта яшап, явузлуқтин қорқмайду» (Пәнд н. 1:33).
ҺӘҚИҚИЙ ДАНАЛИҚ БИЗ ҮЧҮН ПАЙДИЛИҚ
14, 15. Пәнд-нәсиһәтләр 4:23-айәттин немиләрни үгинимиз?
14 Худаниң даналиғини қоллансақ, чоқум пайдисини көримиз. Көргинимиздәк, Йәһваниң дана мәслиһәтлиригә еришиш қийин әмәс. Мәсилән, Пәнд-нәсиһәтләр китавида йезилған барчә һекмәтлик сөзләр һечқачан конирап қалмайду. Уларниң һаятимизда әмәлий қоллансақ, турмушимиз яхшилиниду. Һазир төрт мәслиһәтни көрүп бақайли.
15 Қәлбиңизни қоғдаң. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Һәммидин авал жүригиңни сақла, чүнки униңдин һаятлиқ мәнбәлири чиқмақта» (Пәнд н. 4:23). Адәттә удул мәнадики жүригимизни қоғдаш үчүн немә қилишимиз керәклигини ойлап көрүң. Сағлам йемәкликләрни йәп, йетәрлик чиниқишимиз вә начар адәтләрдин жирақ турушимиз лазим. Шуниңға охшаш қәлбимизни қоғдаш үчүн ишларни қилимиз. Һәр күни Худаниң Сөзи билән озуқлинип, җамаәт учришишлириға тәйярлиқ қилимиз вә уларға қатнишимиз. Дайим вәз хизмитигә қатнишип, қизғинлиғимизни сақлаймиз. Биз йәнә әхлақсиз көңүл ечиш вә яманлар билән дост болуштәк ой-пикримизни чирикләштүридиған һәрқандақ ишлардин жирақ туруп, өзүмиздә начар адәтләрни йетилдүрүштин сақлинимиз.
16. Немә үчүн Пәнд-нәсиһәтләр 23:4, 5-айәтләрдики нәсиһәтләр биз үчүн пайдилиқ?
16 Бариға қанаәт қилиң. Муқәддәс китап мундақ нәсиһәт қилиду: «Йеқин арида йоқ болидиған нәрсигә немә үчүн көзлириңни қаритисән? Чүнки униң қанатлири чиқип, у бүркүттәк асман-пәләккә учуп кетиду» (Пәнд н. 23:4, 5). Кишиләр наһайити асанла пул вә мал-мүлүклиридин айрилип қелиши мүмкин. Мәйли қандақ болмисун, бүгүнки күндә байларму, намратларму пул тепишқа берилип кәтти. Шуңа улар дайим өз нам-абройиға, кишилик мунасивитигә, һәтта саламәтлигигә зиян йәткүзидиған иш-һәрикәтләрни қиливатиду (Пәнд н. 28:20; Тим. 1-х. 6:9, 10). Амма дана болсақ, пул вә мал-дунияға қарита тоғра көзқарашни сақлаймиз. Бундақ көзқараш бизни ачкөзлүктин қоғдайду вә қолумизда бариға қанаәт қилип, хошал-хорам яшишимизға ярдәм бериду (Вәз 7:12).
17. Пәнд-нәсиһәтләр 12:18-айәттә йезилғандәк, «даналар тилиға» қандақ еришәләймиз?
17 Гәп қилиштин бурун ойлиниң. Еһтият қилмисақ, сөзлиримиз башқиларниң көңлини ағритиши мүмкин. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Бәзи қуруқ сөзлүк адәм еғизи билән қиличтәк санчийду, даналар тили давалайду» (Пәнд н. 12:18). Башқиларниң хаталиқлири тоғрисида ғевәт қилиштин сақлансақ, яхши мунасивәтни сақлаймиз (Пәнд н. 20:19). Әгәр сөзлиримизниң башқиларниң көңлигә азар беришини әмәс, бәлки шипа болушини халисақ, чоқум қәлбимизни Худаниң сөзи билән толдурушимиз керәк (Луқа 6:45). Биз Муқәддәс Язмиларниң немә дегәнлиги һәққидә ойлансақ, сөзлиримиз башқиларға тәсәлли вә илһам-мәдәтләрни беридиған даналиқ мәнбәсигә айлиналайду (Пәнд н. 18:4).
18. Пәнд-нәсиһәтләр 24:6-айәтни әмәлий қоллиниш вәз хизмитидә мувәппәқийәт қазинишимизға қандақ ярдәм берәләйду?
18 Йол-йоруққа бойсунуң. Муқәддәс китапта шундақ пайдилиқ нәсиһәтләр йезилған: «Уруш жүргүзгәндә, мәслиһәтләрни пат-пат сора: нурғунлиған мәслиһәтчиләр болғанда, ғалибийәтму келиду» (Пәнд н. 24:6). Бу айәт яхширақ вәз ейтишқа вә тәлим беришкә қандақ ярдәм бериду? Вәз қилғанда вә тәлим бәргәндә өз әқлимизгә тайинишниң орниға, берилгән йол-йоруқларға бойсунушқа тиришишимиз керәк. Яхши тәлим беришни үгинишимиз үчүн учришишларда тәҗрибилик мәслиһәтчиләр Муқәддәс китапқа асасланған нутуқларни ейтиду вә үлгиләрни көрситип бериду. Буниңдин башқа, Йәһваниң тәшкилати кишиләрниң Муқәддәс Язмиларни чүшинишигә ярдәм берәләйдиған үнүмлүк қураллар билән тәминләйду. Мәсилән, китап-журналлар, варақчилар вә видеолар. Бу қуралларни үнүмлүк ишлитишни үгиниң.
19. Йәһваниң һекмәтлик сөзлиригә қандақ қарайсиз? (Пәнд-нәсиһәтләр 3:13—18)
19 Пәнд-нәсиһәтләр 3:13—18ни оқуң. Худа Сөзидин тепилған пайдилиқ нәсиһәтләр үчүн толиму миннәтдармиз! Йәһваниң дана нәсиһәт сөзлири болмиған болса, һаятимизда хошаллиқ тапалмиған болаттуқ. Бу мақалидә Пәнд-нәсиһәтләр китавидин тепилған дана мәслиһәтләрдин бәзилирини көрүп чиқтуқ. Әлвәттә, пүткүл Муқәддәс Язмилар Йәһваниң һекмәтлик сөзлири билән толған. Биз чоқум һаятимизниң һәрбир саһасида Униң дана мәслиһитигә тайинишқа бәл бағлайли. Нурғун кишиләр һәқиқий даналиқни қәдирлимәйду. Бирақ биз шуниңға ишинимизки, «даналиқ тапқан киши нәқәдәр бәхитлик».
52-НАХША Қәлбиңни чиң қоғда
a Йәһваниң әқил-парасити бу дуния тәминләйдиған һәрқандақ нәрсидин әвзәлирәк. Һазир Пәнд-нәсиһәтләр китавидики шәһәр мәйданида даналиқ жуқури авазда товлимақта дегән һекимәтлик сөзни муһакимә қилимиз. Биз һәқиқий даналиққа қандақ еришәләйдиғанлиғимизни, немә үчүн бәзиләрниң даналиққа қулақ салмайдиғанлиғини вә Униң авазиға қулақ салсақ, қандақ пайдисини көридиғанлиғимизни үгинимиз.