Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Сәһниниң йоған көрүнүши вә униң кәйнидики рәхт

1922. Йүз жил илгири

1922. Йүз жил илгири

«БИЗГӘ... Әйса Мәсиһ арқилиқ ғәлибә бериватқан Худа» (К1х 15:57, Яқуп Падиша Тәрҗимиси). Бу айәт 1922-жиллиқ айәт сүпитидә талланған вә садақәтмән Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң мукапатсиз қалмайдиғанлиғини көрсәткән. Әшу жили Йәһва Худа қизғин вәз ейтқучиларни бәрикәтлигән. Улар китапларни өзлири бесип чиқарған вә Падишалиқ тоғрисида хуш хәвәрни җакалаш үчүн радиони қоллинишқа башлиған. 1922-жилниң ахирида Йәһва Худа Өз хәлқини бәрикәтләватқанлиғини йәнә бир қетим ениқ көрсәткән. Муқәддәс китап тәтқиқатчилири Сидар-Пойнт шәһиридә (Огайо, АҚШ) өткүзүлгән конгресста җәм болған. Бу конгресс Йәһваниң тәшкилатиниң иш-паалийитигә бүгүнки күнгичә тәсир қилип келиватиду.

«ӘҖАЙИП ЯХШИ ОЙ-ПИКИР»

Вәз ейтишқа қатнашқан қериндашлар көпәйгәнсири, улар техиму көп китап-журналларға муһтаҗ болған. Бруклиндики Бәйтәлдә бурадәрләр китап-журналларни нәшир қилатти. Лекин китапларниң қаттиқ ташлиқ муқависини бесип чиқириш үчүн ширкәтләр билән һәмкарлашқан. Кейинирәк ширкәтләр вақти-вақтида вәз хизмитимиздә еһтияҗлиқ китапларни бесип йәткүзүп берәлмигәчкә, Рутерфорд бурадәр басмиханиға мәсъул бурадәр Роберт Мартинға китапларни өзүмиз бесип чиқирайли дәп ейтқан.

Конгорд кочисидики басмихана (Бруклин, Нью-Йорк)

Мартин бурадәр әсләп мундақ дегән: «Әҗайип яхши ой-пикир. Ундақ болса, басмиханини қуруш үчүн бирқанчә түрлүк үскинә-машинилар болуши керәк». Бурадәрләр Бруклиндики Конкорд кочиси 18-номерлиқ қорини иҗаригә елип, керәклик һәммә нәрсиләрни сетивалған.

Өзүмизниң басмиханиси болғиниға һәммила адәм хошал болмиған. Бурун бизгә китапларни бесип чиқиридиған ширкәтниң башлиғи йеңи басмиғанимизға келип мундақ дегән: «Силәрниң қолуңларда яхши басма үскүнилири бар, лекин һечким уни қандақ ишлитишни билмәйду. Шуңа алтә айда улар әхләткә айлинип қалиду».

Бурадәр Мартин мундақ дегән: «Қаримаққа униң сөзи тоғра. Лекин биз Йәһва Худаниң қиливатқан ишимизға ярдәм беридиғанлиғиға ишинимиз. У илгириму ярдәм бәргән». Бурадәр Мартинниң бу сөзлири тоғра болуп чиққан. Көп өтмәй, йеңи басмиханида һәр күни 2000 парчә китап бесип чиқирилған.

Техник хадимлар басма завот машинисиниң қешида туриду

РАДИО АРҚИЛИҚ МИҢЛИҒАН АДӘМЛӘР ХУШ ХӘВӘРНИ АҢЛИМАҚТА

Йәһва Худаниң хәлқи китап-журналларни бесип чиқирипла қалмай, йеңи усулда хуш хәвәрни йәткүзүшкә, йәни радио арқилиқ вәз қилишқа башлиған. 1922-жили, 26-февраль, йәкшәнбә чүштин кейин бурадәр Рутерфорд биринчи қетим радио нутуғини ейтқан. У Америкиниң Лос-Анджелес шәһиридики радиостанциядә (КОG) «Һазир яшаватқан миллионлиған инсанлар һечқачан өлмәйду» намлиқ нутуқни ейтқан.

Бу программини 25000 киши тиңшиған. Уларниң бәзилири нутуқ үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, хәтләрни язған. Улардин бири Санта-Ана шәһиридә яшайдиған Ульярд Эшфорд еди. У Рутерфордни қизиқарлиқ нутуғи үчүн махтиған. У йәнә мундақ дәп язған еди: «Өйүмиздә үч ағриқ киши бар. Радио болмиған болса, нутуғиңизни аңлаш мүмкинчилигимиз болматти, һәтта йеқин дәп қорада нутуқ ейтқан болсиңиз, шу йәргиму баралматтуқ».

Кейинки һәптиләрдиму йеңи радио нутуқлири аңлитилған. Жил ахирида «Күзитиш мунари» журналида хуш хәвәрни радио арқилиқ тиңшиған кишиләрниң сани тәхминән 300 000 болғанлиғи йезилған.

Шундақ яхши нәтиҗилирини көрүп, Муқәддәс китап тәтқиқатчилири Бруклин Бәйтәлдин анчә жирақ болмиған Стейтенд арилида радиостанцияни селишни қарар қилған. Кейинки жиллири улар хуш хәвәрни техиму көп адәмләргә җакалаш үчүн WBBR дәп атилидиған радиостанцияни ишләтмәкчи болған.

«ADV»

«Күзитиш мунари», 15-июнь санида Сидар-Пойнт шәһиридә (Огайо) конгресс өткүзидиғанлиғи тоғрилиқ елан болған. Бу конгресс 1922-жили, 5тин 13 сентябрьғичә өткүзүлүши керәк еди. Қериндашлар конгрессқа кәлгәндә, интайин һаяҗанлинип хошал-хорамлиққа чөмгән.

Бурадәр Рутерфорд кириш сөзидә мундақ дегән: «Бу конгрессни Худа чоқум бәрикәтләйдиғанлиғиға вә тарихта һечқачан көрүлмигән гувалиқ болидиғанлиғиға ишәнчим камил». Бу конгресста ейтилған нутуқларда вәз қилишқа дәвәт қилинған.

1922-жили җәм болған хәлиқ (Сидар-Пойнт, Огайо)

8-сентябрь, җүмә күни тәхминән 8000 адәм җәм болуп, бурадәр Рутерфордниң нутуғини күткән. Улар тәклипнамидә йезилған «ADV» дегән сөзниң мәнасини бурадәрниң чүшәндүрүп беришини күткән еди. Тиңшиғучилар өз орниға олтарғанда, нурғунлири сәһниниң үстидә йөгәп қоюлған бир йоған рәхтни байқиған. Тулса (Оклахома, АҚШ) шәһиридин кәлгән Артур Клаус нутуқни яхши аңлайдиған йәрни тепивалған еди. Шу заманларда һечқандақ аваз күчәйтиш үскүнилири болмиған.

«Биз натиқниң һәрбир сөзини диққәт билән аңлидуқ»

Һечкимниң нутуққа дәхил қилмаслиғи үчүн конгрессниң риясәтчиси кечикип кәлгәнләрниң залға кирәлмәйдиғанлиғини елан қилған еди. Әтигән саат 9:30да бурадәр Рутерфорд нутуғини Мәтта 4:17-айәттики «Асман Падишалиғи йеқинлашти» дегән Әйсаниң сөзлири билән башлиди. Падишалиқ тоғрилиқ хуш хәвәрни адәмләрниң қандақ аңлайдиғанлиғини чүшәндүрүп, у мундақ дегән: «Әйса өзи ейтқандәк, у һазир болидиған вақитта мол һосул жиғишқа йетәкчилик қилип, һәқиқий вә садиқ шагиртлирини жиғидиғанлиғини ейтқан».

Асасий конгресс залида олтарған бурадәр Артур Клаус: «Биз натиқниң һәрбир сөзигә диққәт билән аңлидуқ»,— дәйду. Бирақ Артур туюқсизла өзини әски һис қилип, залдин чиқишқа тоғра кәлгән. Шундақтиму, Артур залдин чиқип кетишини халимиған, чүнки қайтидин кирәлмәйдиғанлиғини билгән.

Бирнәччә минуттин кейин Артур өзини яхширақ һис қилип, залға қайтип маңғанда, тиңшиғучиларниң чавак челиватқанлиғини аңлиған еди. Бу уни техиму һаяҗанландурған. Артур бу әҗайип нутуқни ахирғичә тиңшашни қарар қилип, өгүзиниң үстигә чиқивалған. У 23 яшта болған, шуңа өгүзигә чиқивелишниң амилини асанла тапқан. У очуқ деризигә йеқинлишип, нутуқниң интайин яхши аңлиниватқанлиғини байқиған.

Бирақ өгүзидә униң достлириму бар еди. Улардин бири Франк Джонсон униң йениға келип: «Сениңдә өткүр пичақ барму?»— дәп сориған.

Артур: «Һә, бар»,— дегән.

Франк бурадәр Артурға: «Сән бизниң дуайимизға җавап болдуң»,— дегән. «Мону йоған йөгәлгән рәхтни көрүватамсән? У мошу миқларға бағланған. Сотчиниң a сөзлирини диққәт билән аңла. У “җакалаңлар, җакалаңлар” дәп ейтқанда, бу төрт ағамчини кесиветиш керәк».

Қолида пичақ тутқан Артур вә униң достлири Рутерфордни диққәт билән тиңшап, ағамчини кесидиған вақитни күткән. Көп өтмәй, Рутерфорд һаяҗан билән жуқури авазда товлап мундақ дегән: «Худаниң садиқ вә һәқиқий гувачилири болуңлар. Бабилон пүтүнләй вәйран болғичә, күрәш қилип алға бесиңлар. Хуш хәвәрни һәммә йәрдә җакалаңлар. Йәһваниң һәқ Худа екәнлигини, Әйса Мәсиһ Падишаларниң падишаси вә Һөкүмранларниң һөкүмрани екәнлигини мошу дуния билиши керәк. Бу тарихтики муһим бир күн. Мана, Падиша һөкүмранлиқ қилмақта. Биз униң вәкили. Шуңа Падишани вә униң Падишалиғини җакалаңлар, җакалаңлар, җакалаңлар!»

Артур ейтип бәргәндәк, у бурадәрләр билән ағамчиларни кәскән вә шу рәхт чирайлиқ ечилип чүшкән. Шуниң билән натиқ ADV һәриплири болса, «Падишани вә униң Падишалиғини җакалаңлар!» дегән сөзләрниң қисқартмиси дәп чүшәндүргән.

МУҺИМ ТАПШУРУҚ

Сидар-Пойнтта өткүзүлгән конгресс қериндашларниң диққитини Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилишқа қаритишқа дәвәт қилған. Бу тапшуруқни орунлашқа тәйяр болған қериндашлар хошаллиқ билән вәз қилишқа киришип кәткән. Оклахомада (АҚШ) пионер болуп хизмәт қилған бир бурадәр мундақ дегән: «Биз вәз қилған районда көмүр кан ишчилири бар болуп, улар бәкму намратлиқ ичидә күн кәчүрәтти». Униң ейтишичә, адәмләр «Алтун дәвир» журналидики хәвәрни аңлиғанда көз йеши қилған. У йәнә мундақ дәп қошуп қойған: «Адәмләргә тәсәлли бериш — чоң бир бәрикәт».

Муқәддәс китап тәтқиқатчилири Луқа 10:2-айәттики Әйсаниң «Һосул һәқиқәтән мол, лекин ишчилар аз» дегән сөзлириниң қанчилик муһим екәнлигини чүшәнгән еди. Шу жилниң ахирида улар Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни һәммә йәрдә вәз қилишқа бәл бағлиған.

a Бурадәрни Рутерфордни бәзи вақитларда «Сотчи» дәп атиған, чүнки у бәзидә у Миссури (АҚШ) шәһиридә алаһидә сотчи болуп ишлигән.