44-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Худа Сөзини әстаидил тәтқиқ қилип үгиниң
«Барлиғи билән кәңлик, узунлуқ, егизлик һәм чоңқурлуқларниң немә екәнлигини чүшинишкә қадир болушиңларни бәрсун» (ӘФӘС. 3:18).
43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. Муқәддәс китапни оқуш вә тәтқиқ қилишниң әң яхши усули қандақ? Мисал кәлтүрүң.
БИР ӨЙНИ сетивалмақчи болдиңиз дәйли. Тәсәввур қилип көрүң: қарар чиқириштин бурун немиләрни көрүп беқишни халайсиз? Пәқәт өйниң сиртидин тартилған сүритиниму? Шәк-шүбһисизки, сиз бу өйни өз көзүңиз билән көрүшни халайсиз, униң әтрапини айлинип, ичигә кирип, барлиқ бөлмиләрни тәкшүрисиз. Йәнә өйниң план хәритисини тәкшүрүп, униң қандақ селинғанлиғини билмәкчи болисиз. Сетивалмақчи болған өйниң һәрбир тәпсилатини көрүшни халайсиз.
2 Муқәддәс китапни оқуғанда вә шәхсий үгиниш өткүзгәндә, худди мисалда тилға алғанға охшаш ишларни қилалаймиз. Бир Муқәддәс китап тәтқиқатчиси мундақ дәйду: «Муқәддәс китап худди бир һәйвәтлик бенаға охшаш, униң егиз мунарилири вә чоңқур һул асаслири бар». Ундақта, Муқәддәс китапта йезилған һәммә нәрсиләрни техиму яхширақ билиш үчүн немә қилалаймиз? Әгәр уни тезла оқуп қойсиңиз, пәқәтла асасий билимләрни үгинишиңиз мүмкин (Ибр. 5:12). Амма худди өйниң ичигә кирип, һәрбир тәпсилатни тәкшүрүп көргәндәк, Муқәддәс китапни әстаидил тәтқиқ қилип, уни чүшинишкә тиришиң. Тәтқиқ қилип үгинишниң әң яхши йоли — Муқәддәс китаптики пәриқлиқ үзүндиләрниң бир-бири билән қандақ бағлиниши барлиғини көрүш вә қайси һәқиқәтләргә ишинидиғанлиғиңизнила әмәс, немә үчүн шу һәқиқәтләргә ишинидиғанлиғиңизни чүшинишкә тиришиш.
3. Әлчи Паул Мәсиһ әгәшкүчилирини немигә үндигән вә немә үчүн? (Әфәсликләргә 3:14—19).
3 Муқәддәс китапни яхши чүшиниш үчүн, уни чоңқур тәтқиқ қилип үгинишимиз керәк. Әлчи Паул Мәсиһ әгәшкүчилирини Худа Сөзини әстаидиллиқ билән тәтқиқ қилип үгинишкә үндигән. Шуңа, улар һәқиқәтниң кәңлиги, узунлиғи, егизлиги вә чоңқурлиғини толуқ чүшәнсә, уларниң етиқади «мәккәм һулда йилтизлинип мустәһкәм» болатти (Әфәсликләргә 3:14—19ни оқуң). Бизму шундақ қилишимиз керәк. Һазир Худа Сөзини техиму әстаидил тәтқиқ қилип үгиниш вә униң мәзмунини чоңқур чүшиниш үчүн немә қилишқа болидиғанлиғини көрүп бақайли.
МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ ҺӘҚИҚӘТЛИРИНИ ЧОҢҚУР ТӘТҚИҚ ҚИЛИҢ
4. Биз Йәһваға йеқинлишиш үчүн немиләрни қилалаймиз? Мисал кәлтүрүң.
4 Биз, Мәсиһ әгәшкүчилири, Муқәддәс китапниң асасий тәлимлирини чүшиниш билән қанаәтлинип қалмаймиз. Йәһваниң муқәддәс роһиниң ярдими билән Худа Сөзидики чоңқур нәрсиләрни үгинишкә тәшна болумиз (Кор. 1-х. 2:9, 10). Сизгә қизиқ болидиған мавзуни таллап, уни әстаидил тәтқиқ қилип, издинип көрсиңиз болиду. Бу Йәһва Худаға техиму йеқинлишишқа ярдәм бериду. Мәсилән, Худа Өзиниң сөйгү-муһәббитини қедимқи хизмәтчилиригә қандақ нәмаян қилғанлиғи тоғрилиқ тәтқиқ қилип, Йәһваниң сизниму сөйидиғанлиғини қандақ көрситидиғанлиғи тоғрилиқ издинип үгиниң. Яки болмиса, Йәһваниң исраиллар үчүн бәлгүлигән ибадәт қилиш орунлаштурушини тәкшүрүп, униң бүгүнки күндә Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн бәлгүлигән ибадәт қилиш орунлаштурушини селиштуруң. Әйсаниң йәр йүзидики һаяти вә хизмити җәриянида әмәлгә ашурған бәшарәтләр һәққидә чоңқур издинип көрсиңиз болиду.
5. Сиз чоңқур издинип, шәхсий тәтқиқ қилидиған мавзу барму?
5 Бәзи қериндашлар Муқәддәс китаптики чоңқур һәқиқәтләрни тәпсилийрәк тәтқиқ қилиду. Улар үгинишни халиған мавзулардин бәзилири «Шәхсий тәтқиқ үчүн мавзулар» дегән рамкида бар. Йәнә «Күзитиш мунари материяллири көрсәткүчи» яки «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчидин» башқа мавзуларниму тапалайсиз. Муқәддәс Язмиларни чоңқур тәтқиқ қилиш иман-етиқадиңизни күчәйтип, Худа тоғрилиқ билимгә егә болушиңизға ярдәм бериду (Пәнд н. 2:4, 5). Һазир әстаидил тәтқиқ қилалайдиған Муқәддәс китаптики чоңқур һәқиқәтләрни муһакимә қилип көрәйли.
ХУДАНИҢ ИРАДИСИ ҺӘҚҚИДӘ ЧОҢҚУР ОЙЛИНИҢ
6. а) План билән нийәт арисида қандақ пәриқлиқ бар? ә) Немә үчүн Йәһваниң йәр йүзи вә инсан үчүн қилған нийитини мәңгүлүк дейишкә болиду? (Әфәсликләргә 3:11)
6 Муқәддәс китапта Худаниң нийити һәққидә немә йезилғанлиғини көрүп бақайли. План билән нийәт арисида чоң бир пәриқ бар. Планни мәнзилгә башлайдиған алдин талланған ениқ йол билән селиштурушқа болиду. Бирақ бу йолда тосалғу пәйда болғанда, план мәғлуп болуши мүмкин. Нийәт-мәхсәт болса, йетидиған мәнзилниң өзигә қаритилған. Биз қәйәргә беришимиз керәклигини ениқ билимиз, амма у йәргә пәриқлиқ йоллар билән беришқа болиду. Әгәр бир йол тосалған болса, башқа йолни таллаймиз. Йәһва Худа Муқәддәс китап арқилиқ Өзиниң нийитини аста-аста ашкарә қилғини үчүн интайин миннәтдармиз (Әфәс. 3:11). Йәһва һәрдайим Өз мәхситини ашуруш үчүн пәриқлиқ йолларни талалайду, чүнки У «һәммә нәрсини шундақ қилидуки, Униң ирадиси» орунлиниду (Пәнд н. 16:4). Худа нийитиниң ашурулғанлиғиниң нәтиҗиси мәңгү сөйүндүриду. Ундақта, Йәһваниң нийити немә? У Өз нийитини әмәлгә ашуруш үчүн қандақ өзгәртишләрни қилған?
7. Биринчи бир җүп инсан исиян көтәргәндә Йәһва мәхситигә йетиш үчүн йолини қандақ өзгәрткән? (Мәтта 25:34)
7 Худа тунҗа җүп инсанларға Өз мәхсити немә екәнлигини ейтқан. Уларға: «Әвлат көрүп көпийиңлар, йәр йүзини толтуруңлар, уни асраңлар вә. . . йәр йүзидә жүрүдиған һәрқандақ җаниварниң үстидин һөкүмранлиқ қилиңлар»,— дегән (Ярит. 1:28). Адәм ата билән Һава ана Худаға қарши чиқип, пүткүл әвлатлириниң гунакар болушиға сәвәпчи болғанда, бу Йәһвани Өз нийитини әмәлгә ашуруштин тосуп қалмиған. У дәрһал асманда бир Падишалиқни қуруп, инсанийәт вә йәр йүзи үчүн қилған әсли нийитини әмәлгә ашурушни қарар қилған (Мәтта 25:34ни оқуң). Вақти кәлгәндә Йәһва сөйгү-муһәббәт көрситип, тунҗа оғлини йәр йүзигә әвәткән. У кишиләргә Падишалиқ тоғрисида тәлим бәргән вә бизни гуна вә өлүмдин қутулдуруш үчүн һаятини төләм сүпитидә пида қилған. Андин кейин Әйса асманда Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә һөкүмранлиқ қилиш үчүн тирилип, асманға қайтқан. Бу тоғрилиқ чоңқурирақ тәтқиқ қилсақ, Худаниң нийити тоғрилиқ техиму көпирәк тәпсилатларни биләләймиз.
8. а) Муқәддәс китапниң асасий мавзуси немә? ә) Әфәсликләргә 1:8—11 айәтләргә асасланғанда, Йәһваниң мәхсити немә? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
8 Муқәддәс китапниң асасий мавзуси — Худа Падишалиғиниң һөкүмранлиғиниң астида Униң йәр йүзигә қарита қилған нийитини әмәлгә ашуруш арқилиқ Йәһваниң исмини ақлаш. Йәһваниң нийәт-мәхситини өзгәрткили болмайду. У һәммә ишларниң Өзи ейтқандәк әмәлгә ашидиғанлиғини вәдә қилип кәлмәктә (Йәшая 46:10, 11; Ибр. 6:17, 18). Вақти кәлгәндә йәр йүзи мукәммәл җәннәт маканиға айлинип, Адәм ата билән Һава аниниң Худаға итаәт қилидиған әвлатлири мәңгү һаяттин бәһримән болиду (Зәб. 22:26). Бирақ Йәһваниң нийити буниңдин башқа ишларни өз ичигә алған. Униң ахирқи мәхсити — йәр йүзи вә асмандики Өзи яратқан барлиқ әқиллиқ яратмилирини бирләштүрүш. Шу чағда барлиқ җанлиқлар Униң һөкүмранлиқ һоқуқиға садақәтмәнлик билән бойсуниду (Әфәсликләргә 1:8—11ни оқуң). Йәһваниң Өз нийәт-мәхситини әмәлгә ашуруш үчүн әҗайип бир гөзәл йолни таллиғанлиғи сизни һәйран қалдурмамду?
КЕЛӘЧИГИҢИЗ ҺӘҚҚИДӘ ЧОҢҚУР ОЙЛИНИҢ
9. Муқәддәс китапни оқуш арқилиқ келәчәкни қанчилик жирақ көрәләймиз?
9 Яритилиш 3:15-айәттики Йәһваниң Ерәм беғида җакалиған бәшаритигә қарап бақайли b. Бу айәттә Униң нийитиниң әмәлгә ешиши билән мунасивәтлик иш-вақиәләр тәсвирләнгән. Бирақ әшу иш-вақиәләр нәччә миң жилдин кейин йүз бәргән. Ибраһимниң әвлади, йәни Мәсиһниң туғулушиға елип баридиған нәсәпнамини өз ичигә алиду (Ярит. 22:15—18). Андин кейин милади 33-жили алдин бәшарәт қилинғандәк, Әйсаниң тапини ярилиниду (Әлч. 3:13—15). Бу бәшарәтниң ахирқи қисми, йәни Шәйтанниң бешиниң янчилиши миң жилдин көпирәк вақиттин кейин йүз бериду (Вәһ. 20:7—10). Муқәддәс китап Шәйтанниң бу дунияси билән Йәһваниң тәшкилати оттурисидики дүшмәнлишиш жуқури пәллигә йәткәндә, немә ишларниң йүз беридиғанлиғи тоғрисида техиму көпирәк мәлуматларни ашкарилайду.
10. а) Келәчәктә қандақ вақиәләр йүз бериду? ә) Биз өз әқлимизни вә қәлбимизни қандақ тәйяр қилсақ болиду? (Изаһәткә қараң.)
10 Муқәддәс китапта бәшарәт қилинған пүткүл йәр йүзини зилзилигә кәлтүридиған вақиәләр тоғрилиқ ойлап көрүң. Авал дөләтләр «Течлиқ вә бехәтәрлик!» дәп җакалайду (Сал. 1-х. 5:2, 3). Дөләтләр барлиқ сахта динларға һуҗум қилғанда, дәһшәтлик чоң балаю апәт башлиниду (Вәһ. 17:16). Униңдин кейин, кишиләр әҗайип көрүнүшни, йәни «инсан Оғлиниң булутлар үстидә күч-қудрәттә вә бүйүк шан-шәрәптә келиватқанлиғини көриду» (Мәт. 24:30). Әйса қойлар билән өшкиләрни айрип, инсанийәт үстидин һөкүм чиқириду (Мәт. 25:31—33, 46). Бирақ Шәйтанму җим турмайду. У ғәзәп-нәприти билән Магог зиминидин болған Гогни Йәһваниң хизмәтчилиригә һуҗум қилдуруш үчүн дөләтләр иттипақини һәрикәткә кәлтүриду (Әзәк. 38:2, 10, 11). Дәһшәтлик чоң балаю апәт мәлум бир нуқтиға кәлгәндә, йәр йүзидә қалған майланған етиқатдашлар асманға елип чиқип кетилиду вә улар Әйса вә униң қошунлири билән бирликтә Армагедон урушиға қатнишиду. Бу уруш билән дәһшәтлик чоң балаю апәт ахирлишиду c (Мәт. 24:31; Вәһ. 16:14, 16). Шуниңдин кейин, Мәсиһниң йәр йүзи үстидин миң жиллиқ һөкүмранлиғи башлиниду (Вәһ. 20:6).
11. Сиз үчүн мәңгүлүк һаят немини билдүриду? (Рәсимгиму қараң.)
11 Һазир һәтта миң жил өткәндин кейинки жирақ кәлгүси һәққидә ойлап көрүң. Муқәддәс китап шундақ дәйду: «Уларниң жүригигә мәңгүлүкни салған еди» (Вәз 3:11). Бу сиз үчүн немини билдүридиғанлиғини вә сизниң Йәһва билән болған мунасивитиңизгә қандақ тәсир көрситидиғанлиғини ойлаң. «Йәһваға йеқинлишиң» намлиқ китапниң 319-бетидә қизиқарлиқ бир ой-пикир йезилған: «Йүзлигән, миңлиған, миллионлиған, һәтта миллиардлиған жиллар яшиғандин кейин, Йәһва Худа һәққидә һазирқидинму көпирәк билимгә егә болумиз, амма техи биз билмәйдиған сан-санақсиз әҗайип нәрсиләрниң барлиғини һис қилимиз. . . Җәннәттә һаят чоқум биз тәсәввур қилғандинму гөзәл вә әһмийәтлик болиду, бирақ әң сөйүндүридиған иш, Йәһваға техиму йеқинлишип, алаһидә бәхит-бәрикәткә вә қанаәткә еришимиз». Ундақта, һазирниң өзидә давамлиқ Худа Сөзини тәтқиқ қилип, йәнә қандақ йеңи нәрсиләрни үгинәләймиз?
КӨЗЛИРИҢИЗНИ АСМАНҒА ТИКИҢ
12. Асмандики ишларни қандақ көрәләймиз? Мисал кәлтүрүң.
12 Муқәддәс китап Йәһваниң асмандики макани тоғрилиқ аз болсиму ейтип бериду (Йәшая 33:5). Язмиларда Йәһва Худа вә Униң тәшкилатиниң асмандики қисми һәққидә әҗайип һәйран қаларлиқ ишлар ашкарә қилинған (Йәшая 6:1—4; Дан. 7:9, 10; Вәһ. 4:1—6). Мәсилән, биз Әзәкиял көргән әҗайип көрүнүшләрни оқалаймиз. У шундақ дәп язған: «Асманлар ечилди вә Худадин кәлгән вәһийләрни көрүшкә башлидим» (Әзәк. 1:1).
13. Ибранийларға 4:14—16 айәтләр Әйсаниң асмандики ролини ейтип бериду, сиз қайси ролини бәк қәдирләйсиз?
13 Йәнә Әйсаниң бизниң Падишайимиз вә бизгә һисдашлиқ қилидиған Баш роһаний сүпитидә асманда һөкүмранлиқ қиливатқанлиғи һәққидә чоңқур ойлап көрүң. Биз у арқилиқ дуада Худаниң тәхтигә йеқинлишалаймиз вә дәл муһтаҗ болған чағда рәһим-шәпқәт һәмдә соралаймиз (Ибранийларға 4:14—16ни оқуң). Йәһва билән Әйса Мәсиһниң асманларда туруп бизгә қилған вә қиливатқан ишлири һәққидә һәр күни ойлинайли. Уларниң бизгә көрсәткән сөйгү-муһәббити қәлбимизгә чоңқур тәсир қилип, бизни қизғин вәз қилишқа вә ибадәт қилишқа дәвәт қилиши керәк (Кор. 2-х. 5:14, 15).
14. Йәһваға вә Әйсаға миннәтдар екәнлигиңизни көрситиш үчүн немә қилалаймиз? (Рәсимләргиму қараң.)
14 Яратқучи Йәһваға вә Мәсиһ Әйсаға болған миннәтдарлиғимизни билдүрүшниң әң яхши йоллиридин бири — башқиларға Йәһва гувачи вә Әйсаниң шагирти болушқа ярдәм бериштур (Мәт. 28:19, 20). Әлчи Паул Худаға вә Мәсиһ Әйсаға миннәтдарлиғини билдүрүш үчүн дәл шундақ қилған. У Йәһваниң ирадиси «һәммә инсанларниң һәқиқәт тоғрилиқ тоғра билимгә егә болуп қутқузулушидур» дегән һәқиқәтни яхши билгән еди (Тим. 1-х. 2:3, 4). У пүтүн күчи билән башқиларни қутқузуп қелиш үчүн вәз хизмитидә көпирәк адәмләргә ярдәм беришкә тиришқан (Кор. 1-х. 9:22, 23).
ХУДАНИҢ СӨЗИНИ ИЗДИНИП ҮГИНИШТИН ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ
15. Зәбур 1:2-айәткә асасланғанда, бизни немә бәхитлик қилалайду?
15 Зәбур язғучиси һәқиқий бәхитлик вә ишлири оңушлуқ адәмни мундақ тәсвирлигән: «У Йәһваниң Қануниға чаплишип, Униң Қануни һәққидә кечә-күндүз ойлайду» (Зәб. 1:1—3). Муқәддәс китап тәрҗимани Джозеф Ротергам «Зәбур китавини тәтқиқ қилиш» намлиқ китавида мошу айәтләр тоғрилиқ көзқаришини йезип, мундақ язған: «Бир киши Худаниң көрсәтмилиригә еришишни арзу-үмүт қилиши керәкки, уни тәтқиқ қилип үгиниши вә улар үстидә ойлиниш үчүн узун вақит сәрип қилиши лазим. Әгәр Муқәддәс китапни оқумай, бир күнни өткүзсә, әшу күн исрап болуп кетиду». Сиз Муқәддәс китаптики көплигән тәпсилатларни оқуп, уларниң бир-бири билән қандақ бағлиниши барлиғини көрүп йәткәндә, хошаллиқ тапалайсиз». Худа Сөзини тәпсилий тәтқиқ қилип үгиниш һәқиқәтән кишигә зор хошаллиқ беғишлайду!
16. Келәрки мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
16 Йәһва Өз Сөзи арқилиқ үгәткән гөзәл һәқиқәтләрни чүшиниш биз үчүн анчә қийин әмәс. Кейинки мақалидә Паулниң ибраний Мәсиһ әгәшкүчилиригә язған хетидә тәсвирләнгән техиму чоңқур һәқиқәтләрдин бири болған Йәһваниң улуқ роһий ибадәтханиси һәққидә муһакимә қилимиз. Бу мавзу һәққидә издиниш сизгә зор хошаллиқ беғишлисун.
37-НАХША Муқәддәс китап Худаниң илһами билән йезилған
a Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш бир өмүр давам қилидиған вә зор хошаллиққа ериштүридиған үгиниш болуп, пайдиси бәк көп вә бизни асмандики Атимизға техиму йеқинлаштуриду. Бу мақалидә Худа Сөзиниң кәңлиги, узунлиғи, егизлиги вә чоңқурлиғини қандақ тәтқиқ қилип үгинәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.
b «Күзитиш мунариниң» 2022-жил, июль санидики «Өтмүштики бәшарәтлик сөзләр сиз үчүн муһим!» намлиқ мақалини көрүң.
c Йеқин кәлгүсидә йүз беридиған йәр йүзини зилзилигә кәлтүридиған вақиәләргә қандақ тәйярлиқ қилишни билиш үчүн «Худа Падишалиғи һөкүмранлиқ қилмақта!» (рус) намлиқ китапниң 230-бетигә қараң.