1923. Йүз жил бурун
«КҮЗИТИШ МУНАРИ» 1923-жил, 1-январь санида мундақ сөзләр йезилған: «1923-жили йүз беридиған ишлар һәқиқәтән кишини һаяҗанға салиду. Бизниң бу дунияда зулум чәккән кишиләргә гувалиқ берип, уларниң келәчиги нәқәдәр гөзәл болидиғанлиғини хәвәр қилиш шан-шәрипимиз бар». Шу жили Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң жиғилишлири, конгресслири вә вәз хизмитигә мунасивәтлик чоң өзгиришләр болған. Нәтиҗидә, Худа хәлқиниң инақ-иттипақлиғи техиму күчәйди.
УЧРИШИШЛАР ТЕХИМУ ИНАҚ БОЛУШҚА ДӘВӘТ ҚИЛҒАН
Бу жили тәшкилат Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң инақ-иттипақлиқ ичидә ибадәт қилишиға ярдәм беридиған бәзи өзгәртишләрни қилди. Мәсилән, һәр һәптә «Дуа вә мәдһийә нахшилирини ейтиш жиғилишида» айәтләр муһакимә қилинатти, бу жилдин башлап, «Күзитиш мунарида» мәхсус шу айәтләрниң чүшәндүрүлүши берилидиған болди. Буниңдин башқа, бир календарь бесип чиқирилған. Униңда һәр һәптидә жиғилишта муһакимә қилинидиған айәтләр вә ейтилидиған нахшилар йезилған еди, бу нахшилар шәхсий үгиништә вә аиләвий ибадәттә ейтилатти.
Ибадәт жиғилишлирида Муқәддәс китап тәтқиқатчилири тәҗрибә сөзләтти, бу вәз хизмитидә баштин кәчүргән иш-вақиәләр, Йәһваға болған миннәтдарлиқ билдүрүш, бир мәдһийә нахшисини ейтиш яки бир дуа қилишни өз ичигә алатти. 1923-жили 15 йешида чөмдүрүлүштин өткән Ева Барней өз әслимилири тоғрисида мундақ дәйду: «Әгәр сиз сөзлимәкчи болсиңиз, орниңиздин туруп, бирқанчә җүмлә сөз қилалаттиңиз. Мәсилән, “мән Рәббимизниң маңа бәргән бәрикәтлири үчүн чин қәлбимдин миннәтдарлиқ билдүримән” дәп башлисиңиз болиду». Бәзи қериндашлар шундақ җавап беришни интайин яхши көрәтти. Барней сөзини давамлаштуруп мундақ дәйду: «Яшанған бурадәр Гадвинниң Рәббимиз үчүн миннәтдарлиқ билдүридиған нурғун сөзлири бар еди. Амма униң аяли риясәтчилик қилидиған бурадәрниң бираз җиддийлишишкә башлиғанлиғини көргәндә, йолдишиниң чапининиң пишини тартип қоятти, шуниң билән у сөзини түгитип олтиратти».
Һәр айда бир қетим алаһидә бир дуа вә мәдһийә нахшилирини ейтиш вә тәҗрибә сөзләш жиғилиши өткүзүлгән. Бу жиғилиш һәққидә «Күзитиш мунари» 1923-жил, 1-апрель санида мундақ сөзләр йезилған: «Бу жиғилишта вақтиниң тәң йерими чоқум тәҗрибә сөзләш үчүн ишлитилиши керәк, буниң асасий мәзмуни вәз хизмитидики иш-вақиәләрни ейтип, вәз ейтқучиларни илһамландуридиған сөзләрни қилиш еди. Шуниңға ишинимизки, бу җамаәтниң инақ-иттипақлиғини илгири сүрүп, техиму йеқин достлардин болушимизға ярдәм бериду».
Канаданиң Ванкувер шәһиридики 19 яшлиқ Чарлз Мартин исимлиқ җамаәттики бир вәз ейтқучи бу жиғилишлардин интайин көп нәрсиләрни үгәнгәнлигини ейтиду. У кейин әсләп мундақ дегән: «Мән өйму өйгә ишик қеқип вәз қилғанда, немиләрни дейиш керәклигини мошу жиғилишларда үгәндим. Чүнки дайим өйму өй вәз қилғанда баштин өткүзгән тәҗрибиләрни аңлаттим. Бу маңа немә дейиш вә башқичә
көзқарашлардики кишиләргә қандақ җавап бериш тоғрисида көп нәрсиләрни үгәтти».ВӘЗ ХИЗМИТИ ИНАҚ-ИТТИПАҚЛИМИЗНИ КҮЧӘЙТКӘН
Вәз қилиш күнлириму қериндашлар арисидики инақ-иттипақлиққа һәссә қошқан. «Күзитиш мунари» 1923-жил, 1-апрель санида мундақ елан қилинған: «Шуңлашқа биз һәммимиз охшаш бир хизмәттә инақ-иттипақ болдуқ. 1923-жил 1-май сешәнбә күни вәз хизмити күни қилип бәлгүләнди. Буниңдин кейин һәр айниң биринчи һәптидики сешәнбә күни җамаәттики һәрбир әза чоқум вәз хизмитигә қатнишиши керәк».
Һәтта яшларму вәз хизмитигә қатнашқан. Хейзел Барфорд исимлиқ 16 яштики бир қериндишимиз әсләп мундақ дәйду: «Ядқа еливелишимиз үчүн үлгилик сөһбәтләр тәйярланған еди a. Бовам билән қизғин вәз қилаттуқ». Бирақ Барфорд қериндаш ойлимиған йәрдин қаршилиққа дуч кәлгән. У мундақ дәйду: «Җамаәттики бир яшанған бурадәр мениң кишиләр билән сөһбәтлишип, вәз қилишимға қарши чиқти. Чүнки шу вақитларда бәзи етиқатчилар Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң һәммиси, болупму яш қиз-жигитләрниң Улуқ Яратқучимизни мәдһийиләш һәмдә вәз хизмитигә қатнишиш лазимлиғини чүшәнмәтти» (Зәб. 148:12, 13). Амма Барфорд қериндишимиз вәз қилиштин ваз кәчмигән, кейин у Гилиад мәктивиниң 2-қарарлиқ синипида оқуп, Панамаға миссионер сүпитидә әвәтилгән. Ахирида әшу бурадәрләр өз көзқаришини өзгәртип, яшларниң вәз хизмитигә қатнишишиға қарши турушни тохтатқан.
КОНГРЕССЛАР ИНАҚ-ИТТИПАҚЛИҒИМИЗНИ КҮЧӘЙТКӘН
Йәрлик вә районлуқ конгресслар етиқатчи қериндашларниң инақ-иттипақлиғини техиму күчәйткән. Көплигән конгрессларда вәз ейтиш күни бәлгүләнгән. Мәсилән, Канаданиң Виннипег шәһиридә өткүзүлгән бир конгрессқа жиғилишқа қатнашқан барлиқ кишиләр 31-март күни вәз хизмитигә қатнишишқа тәклип қилинған. Мошуниңға охшаш, вәз қилиш күнлири келәчәктики техиму кәң көләмлик вәз қилиш хизмити үчүн асас салған. 5-август күни тәхминән 7000 киши Виннипег шәһиридә йәнә бир конгрессқа қатнашқан. Бу әйни заманда Канадада конгрессқа қатнашқучиларниң сани әң көп бир жиғилиш болған еди.
18—26 август арилиғида Йәһваниң хәлқи Америкиниң Калифорния штатиниң Лос-Анджелес
шәһиридә 1923-жилидики әң чоң конгрессни өткүзгән. Шу конгресстин авал бир қанчә һәптә гезитларда бу жиғилиш һәққидә еланлар берилгән. Муқәддәс китап тәтқиқатчилири тәхминән 500 000дин көп варақчиларни тарқатқан. Униңдин башқа, автобус вә машиналарға тәшвиқат еланлирини есип жүрүп хәвәр қилған.25-август, шәнбә күни Рутерфорд бурадәр «Қойлар билән өшкиләр» намлиқ нутуқни ейтқан. У нутуғида қойлар йәр йүзидә җәннәттә мәңгү яшашқа йетәкләйдиған һәқиқәтни қобул қилишқа майил кишиләр екәнлигини ениқ көрсәткән еди. Кейин у «Агаһландуруш» дегән қарарни оқуған. Униңда сахта христианлар әйиплинип, сәмимий кишиләр бүйүк Бабилдин айрилишқа дәвәт қилинған (Вәһ. 18:2, 4). Кейинирәк, қизғинлиқ билән вәз қилған Муқәддәс китап тәтқиқатчилири бу қарар бесилған миллионлиған варақчиларни дунияниң җай-җайлириға тарқатқан.
«Бу җамаәтниң инақ-иттипақлиғини илгири сүрүп, техиму йеқин достлардин болушимизға ярдәм бериду»
Шу конгрессниң әң ахирқи күни Рутерфорд бурадәрниң «Барлиқ милләтләр Армагедонға атланди, амма һазир яшаватқан миллионлиған кишиләр мәңгү өлмәйду» намлиқ нутуғини 30 000дин көпирәк киши аңлиған. Шу вақитта Муқәддәс китап тәтқиқатчилири нурғун адәмләрниң қатнишидиғанлиғини нәзәрдә тутуп, Лос-Анджелестики йеңидин селинған тән-тәрбийә мәйданини иҗаригә елип ишләткән. Һәрбир кишиниң ениқ аңлишиға капаләтлик қилиш үчүн бурадәрләр тән-тәрбийә мәйданиниң аваз яңратқу системисини қолланған. Шу вақитта бу йеңи бир техника еди, йәнә нурғунлиған кишиләр бу конгрессниң программисини радиодин аңлиған.
ДУНИЯНИҢ ҖАЙ-ҖАЙЛИРИДА ВӘЗ ХИЗМИТИНИҢ КӘҢ ТАРҚИЛИШИ
1923-жили Африка, Европа, Һиндистан вә Җәнубий Америкида вәз ейтиш хизмити тезликтә кәң тарқалди. Һиндистандики Джозеф исимлиқ бурадәр аяли вә алтә балисиға ғәм қилип жүрүп, хинди, тамил, телугу вә урду тиллирида нәшир материаллиримизниң бесип чиқирилишиға ярдәм бәргән.
Сьерра-Леонедики Альфред Джозеф вә Леонард Блэкмэн исимлиқ Муқәддәс китап тәтқиқатчилири Нью-Йорк, Бруклиндики баш идаригә хәт йезип ярдәм сориған. 1923-жили 14-апрель күни уларниң хетиға җавап кәлгән. Бир шәнбә күни кәчтә Альфредқа бирси телефон қилған. Шу киши: «Сиз Күзитиш мунари җамаитигә бир хәт йезип, силәргә вәз ейтқучини әвәтишни өтүнгәнму?»— дәп сориған. Альфред: «Һә, шундақ»,— дәп җавап бәргән. Телефон қилған киши: «Улар мени әвәтти»,— дегән. Бу Уильям Браун бурадәр еди. У аяли Антония, кичик қизлири Луиза вә Люси билән шу күни Кариб араллиридин кәлгән еди. Наһайити тезла қериндашлар бу аилә билән көрүшкән.
Альфред мундақ дәйду: «Иккинчи күни әтигәндила мән Леонард билән бирликтә һәр һәптиси өткүзидиған Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини өткүзүвататтуқ. Ишик алдида бир киши пәйда болди. У Браун бурадәр еди. У һәқиқәтни шунчә қизғин сөйәтти. У әтисила нутуқ ейтмақчи болди». Бир айға йәтмәй Браун бурадәр өзи елип кәлгән барлиқ китап-журналларни тарқитип түгәткән. Узун өтмәй у йәнә 5000 китап тапшурувалған, бирақ уларниму тарқитип түгәтти. Амма Браун бурадәр китап сатқучи дәп тонулмиған. У қизғин ғәйрәт билән Йәһваға узун жиллар хизмәт қилған. У нутуқ ейтқанда һемишә Муқәддәс китаптин айәтләрни нәқил кәлтүргән. Шуңа, кишиләр уни «Муқәддәс китап Браун» дәп атиған.
Германияниң Бармен шәһиридики Бәйтәл ишханисида адәм көп болғачқа, у йәрдин көчүш қарар қилинған вә бу шәһәрни хошна дөләт Франция бесивалмақчи болуп турған еди. Шуңлашқа, Муқәддәс китап тәтқиқатчилири Магдебург шәһиридә басмихана үчүн интайин қолайлиқ бир җайни тапти. 19-июнь күни қериндашлар Магдебургтики йеңи Бәйтәлгә басма машина вә башқа керәклик үскинә-сайманларни пүтүнләй көчүрүп болған. Дуния мәркизий баш идарисигә көчүш ишлириниң тамам болғанлилиғи хәвәр қилинғандин кейин, әтиси гезитларда Францияниң Бармен шәһирини бесивалғанлиғи елан қилинған. Бурадәрләр бу көчүш иши Йәһваниң бәрикити вә уларни қоғдиғанлиғиниң испати екәнлигини тонуп йәткән.
Джордж Янг исимлиқ бир бурадәр хуш хәвәрни вәз қилиш үчүн узун сәпәр қилип, Бразилиягә кәлгән вә у йәрдә йеңи Бәйтәл ишханисиниң қурулушиға вә «Күзитиш мунари» журналиниң португал тилида нәшир қилинишиға йол ачқан. У бир қанчә ай ичидә 7000 парчидин артуқ китап-журналларни тарқатқан. Униң Бразилиягә келиши Сара Фергусон қериндаш үчүнму бәрикәт болған. У 1899-жилдин башлап «Күзитиш мунарини» оқуған еди. Бирақ чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүп, һаятини Йәһваға беғишлиғанлиғини көрситиш имканийити болмиған. Бир қанчә айдин кейин қериндишимиз Фергусон вә униң төрт пәрзәнти бу муһим қәдәмни басқан.
«ДАВАМЛИҚ ХОШАЛЛИҚ БИЛӘН АЛҒА ИЛГИРИЛӘЙЛИ»
«Күзитиш мунари» 1923-жил, 15-декабрь санида Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң ибадәт жиғилишлири, вәз хизмити вә конгресслиридики өзгиришләр уларға қандақ тәсир қилғанлиғи тәсвирләнгән. Бу журналда мундақ дәп йезилған: «Наһайити ениқки, пүткүл җамаәтләр иман-етиқатта күчийип, мустәһкәм болди. Ундақта, қизғин ғәйрәт вә қәтъий ирадә билән үстимизгә савутлиримизни кийип, алдимиздики йеңи жилда давамлиқ хошаллиқ билән алға илгириләйли».
Кейинки жили, йәни 1924-жили Муқәддәс китап тәтқиқатчилири үчүн әҗайип һаяҗанлиқ бир жил болған. Бәйтәлдики қериндашлар Бруклин мәркизий баш идарисиниң қешидики Статен-Айленд арилида бирқанчә ай қурулуш ишлирини қилған. У җайға селиниватқан йеңи имарәтләр 1924-жилиниң бешида тамамлинип, қериндашларниң техиму инақ-иттипақлиқ болуп, илгири һечқачан көрүп бақмиған йоллар билән хуш хәвәрни тарқитишиға ярдәм бәргән.
a Һазир «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» дәп атилиду.