Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

35-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Яшанған қериндашлиримизни қәдирләң

Яшанған қериндашлиримизни қәдирләң

«Ақарған чач, адәмниң шөһрәт таҗидур» (ПӘНД Н. 16:31, КТ ).

4-НАХША Худа алдида яхши нам-атақ тикләш

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. а) Пәнд-нәсиһәтләр 16:31-аяткә асасланғанда, яшанған садақәтмән қериндашлиримизға қандақ көзқарашта болушимиз керәк? ә) Бу мақалидә қайси соалларға җавап тапимиз?

 АДӘТТӘ тәбиий һаләттики алмаз пақиримайду яки көзүмизгә анчә челиқмайду. Шуңа бир киши тәбиий һаләттики алмазни көрсә, униң немә иш екәнлигини билмәслиги, һәтта бу қиммәтлик гөһәрни дәссәп өтүп кетиши мүмкин.

2 Мәлум җәһәттин, садақәтмән яшанған қериндашлиримиз әшу алмазға охшайду. Улар қиммәтлик ғәзнидур. Муқәддәс Язмиларда уларниң ақ-чачлири таҗға селиштурулған (Пәнд-нәсиһәтләр 16:31ни оқуң; 20:29). Биз әшу ғәзнигә охшаш қериндашлиримизни көзгә асан челиқтурмаслиғимиз мүмкин. Яшлар әшу яшанғанларниң қәдрини чүшәнсә, маддий байлиқлардинму көпирәк байлиқларға еришәләйду. Немә үчүн Йәһва Худа садақәтмән қериндашлиримизни ғәзнидәк көриду? Уларниң Худа тәшкилатида қандақ роли бар? Уларниң қалдурған үлгилиридин көпирәк үгиниш үчүн немә қилсақ болиду? Мошу мақалидә бу соалларға җавап тапимиз.

НЕМӘ ҮЧҮН ХУДА САДАҚӘТМӘН ҚЕРИНДАШЛИРИМИЗНИ ҒӘЗНИДӘК КӨРИДУ?

Яшанған садақәтмән қериндашлар Йәһва Худа вә Униң хәлқи үчүн қәдирлик (3-абзацқа қараң)

3. Зәбур 92:12—15 айәтләргә асасланғанда, немә үчүн Йәһва Худа яшанған садиқ хизмәтчиләрни қәдирләйду?

3 Яшанған садиқ хизмәтчиләр Яратқучи үчүн қәдир-қиммәтликтур. Йәһва Худа уларниң ички дуниясини, йәни уларниң қандақ гөзәл пәзиләтләрниң барлиғини билиду вә шуларни қәдирләйду. Улар узун жил җәриянида топлиған даналиғини яшларға үгәтсә, асмандики Атимиз хурсән болиду (Аюп 12:12; Пәнд н. 1:1—4). У йәнә яшанғанларниң сәвир-тақитини қәдирләйду (Мал. 3:16). Уларниң һаяти қийинчилиқсиз өткән әмәс, амма Худаға болған иман-етиқади һечқачан тәврәнмигән. Уларниң келәчәккә болған үмүти, һәқиқәтни тунҗа қетим аңлиған вақитқа қариғанда, техиму күчәйгән. Атимиз Йәһва улардин сөйүниду, сәвәви улар қерисиму, давамлиқ униң исмини җакалаватиду (Зәбур 92:12—15ни оқуң).

4. Яшинип қалған қериндашлиримизға немә илһам берәләйду?

4 Әгәр яшинип қалсиңиз, шуниңға ишиниңки, Йәһва Худа сизниң өтмүштә қилған ишлириңизни унтуп қалмайду (Ибр. 6:10). Сиз илгири қизғинлиқ билән вәз хизмәтни қоллап-қувәтлидиңиз, буниңдин асмандики Атимиз бәкму сөйүниду. Һәтта сизни азаплиған түрлүк синақларға бәрдашлиқ бәрдиңиз. Муқәддәс китапниң һәққаний өлчәмлиригә мас һаят кәчүрдиңиз. Тапшурулған еғир вәзипиләрни садақәтмәнлик билән орунлидиңиз вә башқиларни үгәттиңиз. Йәһваниң тәшкилатидики көплигән өзгиришләрни пүтүн күчиңиз билән қоллап-қувәтләп кәлдиңиз. Толуқ вақитлиқ хизмәт қилишқа тиришиватқанларға илһам бәрдиңиз. Худа садақәтмәнлигиңизни сақлап келиватқанлиғиңиздин бәкму сөйүниду. Худа шундақ вәдә беридуки: «Йәһва адилни яхши көриду вә муқәддәслирини ташлимайду» (Зәб. 37:28). У сизгә мундақ вәдә бериватиду: «Таки силәр қерип, чечиңларға ақ кирип кәтсиму, Мән бу ишимни тохтатқиним йоқ» (Йәшая 46:4, КТ). Шуңа йешиңиз чоң болуп қалған болсиму, һәргизму: «Әнди мениң Йәһваниң тәшкилатида һеч керигим йоқ»,— дәп ойлимаң. Сиз һәқиқәтән қәдирлик!

ЯШАНҒАНЛАРНИҢ ЙӘҺВАНИҢ ТӘШКИЛАТИДА МУҺИМ РОЛИ БАР

5. Яшанған қериндашлар немини әстин чиқармаслиғи керәк?

5 Гәрчә яшанғанларниң илгирикидәк җисманий күч-қувити болмисиму, амма узун жиллар давамида ғәзнидәк топланған мол тәҗрибилири бар. Шу тәҗрибилири арқилиқ улар Йәһваниң тәшкилатида өз һәссисини қошалайду. Йәһва Худа садиқ яшанғанларға түрлүк вәзипиләрни тапшуриду. Буни биз өтмүштики вә һазирқи замандики хизмәтчиләрниң мисаллиридин көрүп чиқимиз.

6, 7. Йәһва Худаға садақәтмәнлик билән хизмәт қилған яшанған хизмәтчиләрни Худа қандақ бәрикәтлигәнлигини ейтип бериң.

6 Яшинип қалғандиму, Худаға қизғинлиқ билән хизмәт қилған садиқ кишиләрниң мисалларни Муқәддәс китаптин тапалаймиз. Мәсилән, Йәһва Худаниң пәйғәмбири Муса исраилларниң йетәкчиси болуп хизмәт қилишқа башлиғанда, 80 яшларда еди. Худа йәнә 90 яштин ашқан Даниял арқилиқ пәйғәмбәрлик сөзләрни йәткүзгән. Әлчи Йоһан вәһий китавини язғанда, бәлким, 90 яшлардин ашқан.

7 Башқиларға анчә тонушлуқ болмиған вә кишиләрниң диққитини тартмиған нурғун садақәтмән адәмләр болған. Амма улар Яратқучиниң нәзәридин чәттә қалмиған вә уларниң садақити мукапатланған. Мәсилән, Муқәддәс китапта Симон исимлик «һәққаний вә ихласмән» киши һәққидә пәқәт бирқанчә җүмлә сөзләр бар. Бирақ Йәһва Худа уни яхши билгән вә униңға бовақ Әйсани көрүш вә шу бовақ вә униң аниси һәққидә пәйғәмбәрлик сөзләрни билиш шан-шәрипини бәргән (Луқа 2:22, 25—35). 84 яшлиқ аял пәйғәмбәр Һанна һәққидә ойлап бақайли. У ибадәтханиға беришни ташлимиған. Йәһва уни алаһидә бәрикәтләп, бовақ Әйсани көрүшкә муйәссәр қилған. Көргинимиздәк, Худа Симон вә Һаннани қәдирлигән (Луқа 2:36—38).

Қериндишимиз Лойз Дидур һазир 80 яштин ашқан болсиму, садақәтмәнлик билән хизмәт қиливатиду (8-абзацқа қараң)

8, 9. Тул қалған қериндашлиримиз давамлиқ өз һәссисини қандақ қошалайду? Бир мисал кәлтүрүң.

8 Бүгүнки күндә садақәтмәнлик билән хизмәт қиливатқан яшанғанлар яшлар үчүн наһайити яхши үлгә қалдурған. Лойз Дидур исимлиқ бир аял қериндашниң мисалини көрүп бақайли. У 21 йешида Канадида мәхсус пионерлиқ хизмитини башлиған. Кейин у йолдиши Джон билән нурғун жиллар җамаәтләрни зиярәт қилиш хизмитигә қатнашқан. Кейинирәк улар Канада Бәйтилидә 20 жил хизмәт қилған. Лойз 58 яшта болғанда, йолдиши Джон билән уни Украинида хизмәт қилишқа тәклип қилған. Улар тәклипни қобул қилғанму? Яки яшинип қалдуқ дәп, мошу хизмәттин баш тарттиму? Улар тәклипни қобул қилған. Джон Украина Бәйтили комитетида хизмәткә тәйинләнгән. 7 жилдин кейин Джон өлүп кәткән, амма Лойз өз хизмитини давамлаштурушни қарар қилған. Һазир Лойз 81 яшта вә у давамлиқ Йәһва Худаға садақәтмәнлик билән хизмәт қиливатиду. Украина Бәйтилидикиләрниң һәммиси уни бәкму яхши көриду.

9 Лойзқа охшаш тул қалған қериндашлар, бәлким, өз әрлири һаят вақтидикидәк башқиларниң нәзәригә чүшмәслиги мүмкин, амма улар тул қалсиму, давамлиқ қәдирлиниду. Тул қалған қериндашлиримиз нурғун жиллар өз әрлирини қоллап-қувәтлигини вә һазирму садақәтмәнлигини сақлап келиватқанлиғи үчүн Йәһва уларни қәдирләйду (Тим. 1-х. 5:3). Униңдин башқа, шу қериндашлиримиз яшларға көп илһам берәләйду.

10. Тони бурадәр қандақ яхши үлгә қалдурған?

10 Қерилар өйидә яшайдиған яшинип қалған қериндашлиримиз биз үчүн роһий ғәзниләрдәк. Мәсилән, Тони исимлиқ бурадиримиз шундақ йәрдә яшаватиду. У 1942-жили 20 йешида Америкида суға чөмдүрүлгән. Шуниңдин узун өтмәй, у бетәрәпликни сақлашта синаққа дуч кәлгән вә ахирида икки йерим жил түрмидә ятқан. Аяли Хилда билән икки пәрзәндини һәқиқәттә чоң қилған. Нурғун жиллар җәриянида Тони үч җамаәттә риясәтчи ақсақал болуп хизмәт қилған, һәмдә униңға конгрессларға мәсъул болуш хизмити тапшурулған. У түрмиләргә берип, жиғилишларни вә Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишләрни өткүзгән. Қериндишимиз Тони һазир 98 яшта болсиму, Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтитип қойғини йоқ. У йәрлик җамаәттики қериндашлар билән һәмкарлишип, Йәһваға қолидин келишичә хизмәт қилишни давамлаштуриватиду.

11. Қерилар өйидә туруватқан қериндашларни қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?

11 Қерилар өйидә туриватқан қериндашларни қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? Мүмкинчилик болғанда, ақсақаллар яшанғанларниң җамаәт учришишлириға вә вәз хизмәткә қатнишишиға ярдәм берәләйду. Биз уларни йоқлаш яки видеолуқ сөһбәтлишиш арқилиқ шәхсән көңүл бөлүватқанлиғимизни көрситәләймиз. Өзи қатнишидиған җамаәттин жирақ җайдики Қерилар өйидә туриватқан қериндашларға алаһидә көңүл бөлүшни халаймиз. Әгәр диққәтчан болмисақ, улар асанла нәзәримиздин чәттә қалиду. Бәлким, уларниң бәзилири өз қийинчилиқлири һәққидә ейтиштин хиҗил болуши яки башқиларға ейтишниң кериги йоқ дәп ойлиши мүмкин. Биз вақит чиқирип, улар билән сөһбәтләшсәк, улар Йәһваниң тәшкилатида хошал-хорам хизмәт қилған чағлири һәққидә ейтип бериду. Улардин биз көп нәрсиләрни үгинәләймиз.

12. Җамаитимиздә ғәзнигә охшаш яшанған қериндашлар барму?

12 Җамаитимиздики яшанған садақәтмән қериндашларниң әҗайип үлгилири һәққидә аңлиғиниңизда, һәйран қелишимиз мүмкин. Херриет исимлиқ қериндишимиз Америкиниң Нью-Джерси штатида өз җамаитидә нәччә он жил садақәтмәнлик билән Йәһва Худаға хизмәт қилған. Кейинәрәк у өз қизи билән яшаш үчүн башқа йәргә көчүп барған. Йеңи җамаәттики бурадәрләр вақит чиқирип, униң билән тонушқан вә униң худди ғәзнигә охшаш қиммәтлик екәнлигини көрүп йәткән. У 1925-жиллири тунҗа қетим һәқиқәтни аңлиған. У шу заманларда вәз хизмәттә йүз бәргән вақиәләрни ейтип берип уларни илһамландурған. Шу чағда у һәрдайим өзи билән чиш щёткисни елип жүргән, сәвәви у вәз хизмәттә болғанда, қолға елинип түрмигә ташлиниши мүмкин еди. Һәқиқәтән, 1933-жили у икки қетим бир һәптидин түрмидә ятқан. У түрмидә ятқан чағларда, Йәһва гувачи әмәс йолдиши уни қоллап-қувәтләп, үч пәрзәнтидин хәвәр алған. Шуниңдин көрүвалалаймизки, Херриетқа охшаш садақәтмән яшанған қериндашларни қәдирләшкә әрзийду!

13. Йәһваниң тәшкилатида яшанған қериндашларниң қандақ роли барлиғи һәққидә немә үгәндуқ?

13 Йәһваниң тәшкилатида яшанған қериндашлиримизниң муһим роли бар. Улар Йәһва Худаниң Өз тәшкилатини вә шәхсән уларни һәрхил йоллар билән қандақ бәрикәтлигәнлигини өз көзи билән көргән. Улар өткүзгән хаталиқлардин муһим савақларни алған. Уларни даналиқ еқип чиқиватқан булақ кәби көрүп, уларниң тәҗрибилиридин үгинишкә тиришиң (Пәнд н. 18:4). Әгәр вақит чиқирип улар билән тонушсиңиз, көп нәрсиләрни үгинәләйсиз вә иман-етиқадиңиз күчийиду!

ЯШАНҒАНЛАР ҚАЛДУРҒАН ҮЛГИЛӘРДИН КӨПИРӘК ҮГИНӘЙЛИ

Худди Елиша пәйғәмбәр Илияс пәйғәмбәрдин үгәнгинидәк, қериндашлиримиз узун вақит Йәһваға садиқ хизмәт қилған қериндашларниң тәҗрибилиридин үгинәләйду (14, 15-абзацларға қараң)

14. Қанун шәрһи 32:7-айәт яшларни немә қилишқа дәвәт қилиду?

14 Яшанғанлар билән муңдишиш үчүн тәшәббускар болуң (Қанун шәрһи 32:7ни оқуң). Бәлким, уларниң көзи һазир яхши көрмәйду, йол меңиши қийин вә үнлүк сөзләлмәйду. Бирақ уларниң жүриги техичә яш вә улар Йәһваниң алдида яхши нам-атақ тиклигән (Вәз 7:1). Худа немә үчүн уларни қәдирләйдиғанлиғини әстин чиқармай, давамлиқ уларға һөрмәт көрситәйли. Елиша пәйғәмбәрни үлгә қилайли. У Илияс пәйғәмбәрниң һаятиниң ахирқи күнлиридә униңдин айрилмаслиқни қәтъий қарар қилған. У үч қетим шундақ дегән: «Сениңдин һәргиз айрилмаймән» (Пад. 2-яз. 2:2, 4, 6).

15. Биз яшанғанлардин қандақ соалларни сорисақ болиду?

15 Һөрмәт билән яшанғанлардин соалларни сораш арқилиқ, сәмимий көңүл бөлидиғанлиғиңизни көрситиң (Пәнд н. 1:5; 20:5; Тим. 1-х. 5:1, 2). Улардин мундақ сорап беқиң: «Яш вақтиңизда һәқиқәтни тапқиниңизға немә сизни қайил қилған? Һаятиңизда баштин кәчүргән қандақ ишлар Яратқучиға йеқинлишишиңизға ярдәм бәргән? Униңға хошаллиқ билән хизмәт қилишни давамлаштурушқа немә ярдәм бәргән?» (Тим. 1-х. 6:6—8) Улар өзи баштин өткүзгән вақиәләрни ейтип бәргәндә, диққәт билән тиңшаң.

16. Яшанғанлар билән яшлар өз ара сөһбәтләшсә, улар қандақ илһам алалайду?

16 Яшанғанлар вә яшлар өз ара сөһбәтләшкәндә, һәр иккилиси илһам алалайду (Рим. 1:12). Яшлар Йәһва Худаниң садақәтмән хизмәтчилиригә қандақ көңүл бөлгәнлигини аңлиғанда, уларниң иман-етиқади күчийиду. Яшанғанлар болса, өзлириниң қәдирлик екәнлигини һис қилиду. Улар яшларға хошаллиқ билән Худаниң өзлирини қандақ бәрикәтлигәнлигини ейтип бериду.

17. Биз немә үчүн вақитниң өтүшигә әгишип, садақәтмән яшанған қериндашларни техиму гөзәл болуп кетиду дәймиз?

17 Яшниң чоңийишиға әгишип, адәмләрниң чирай гөзәллиги кетип қалиду. Бирақ Йәһва Худаға садиқ болғанлар жилларниң өтүшигә әгишип, Униң алдида техиму гөзәллишиду (Сал. 1-х. 1:2, 3). Немә үчүн шундақ дәймиз? Сәвәви жилларниң өтүшигә әгишип, улар муқәддәс роһниң уларни шәкилгә кәлтүришигә йол берип, гөзәл пәзиләтләрни йетилдүргән. Биз әшу әзиз яшанған қериндашлиримизни техиму яхши тонуп, уларни һөрмәтләп, улардин үгәнгәнсери, уларни бебаһа ғәзнә кәби қәдирләйдиған болимиз!

18. Кейинки мақалидә немә һәққидә муһакимә қилимиз?

18 Пәқәт яшлар яшанған қериндашларни қәдирлигәндила әмәс, бәлки яшанғанларму яшларни қәдирлигәндә, җамаәт гүллинип күчийиду. Кейинки мақалидә яшанғанлар җамаәттики яшларни қәдирлигәнлигини қандақ көрситәләйдиғанлиғи һәққидә муһакимә қилимиз.

24-НАХША Көзүң болсун мукапатта

a Яшанған садиқ қериндашлиримиз худди қиммәтлик ғәзнигә охшаш. Уларни қәдирлигәнлигимизни вә һөрмәтлигәнлигимизни қандақ көрситәләймиз? Яшанған қериндашларниң даналиғи вә тәҗрибилиридин техиму көпирәк пайдилиниш үчүн немә қилалаймиз? Йәһва Худаниң тәшкилатида уларниң қандақ роли бар? Бу мақалидә мошу соалларға җавап тапимиз.