39-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Исмиңиз һаятлиқ китавиға йезилғанму?
«Униңдин [Йәһвадин] қорқ[қанлар]... үчүн әсләтмә болған бир хатирә китап йезилди» (МАЛ. 3:16, КТ).
17-НАХША Алға бас, Йәһва гувачилири!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Малаки 3:16-айәткә асасланғанда, Йәһва қайси китапни йезиватиду вә у немиләрни өз ичигә алиду?
НӘЧЧӘ миң жилдин бу ян Йәһва алаһидә бир китапни йезиватиду. Бу китап исимлар тизимлигини өз ичигә алған болуп, биринчи садиқ гувачи Һабилниң исми билән башланған b (Луқа 11:50, 51). Шуниңдин бу ян, Йәһва у китапқа исимларни қошуп келиватиду вә бүгүнки күндә миллионлиған исимлар шу китапта бар. Муқәддәс китапта у китап «хатирә китави», «һаятлиқ китави» вә «һаятлиқ дәптири» дәп тилға елинған. Биз бу мақалидә уни «һаятлиқ китави» дәп атаймиз (Малаки 3:16ни оқуң; Вәһ. 3:5; 17:8).
2. Кимниң исимлири һаятлиқ китавиға йезилған вә исимлиримизни у китапқа қандақ яздуралаймиз?
2 Йәһвадин әйминип, һөрмәт билән Униңға ибадәт қилидиған вә Униң исмини сөйидиған кишиләрниң исимлири бу алаһидә китапта бар. Уларниң мәңгүлүк һаятқа еришиш пурсити бар. Бүгүнки күндә әгәр биз Йәһваниң оғли, Әйса Мәсиһниң төләм қурбанлиғи асасида Яратқучимиз билән йеқин достлуқ мунасивәтни риваҗландурсақ, исимлиримизни у китапқа яздуралаймиз (Йоһ. 3:16, 36). Мәйли асманда яки йәр йүзидә яшаш үмүтимиз болсун, һәммимиз өз исмимизниң һаятлиқ китавиға йезилишини бәк халаймиз.
3, 4. а) Әгәр исмимиз һазир һаятлиқ китавиға йезилған болса, мәңгү яшалаймизму? Чүшәндүрүң. ә) Бу вә кейинки мақалидә қайси соалларға җавап тапимиз?
3 Бу китапта исми йезилғанларниң һәммиси сөзсиз мәңгүлүк һаятқа еришәләмду? Бу соалға җавапни Чиқиш 32:33-айәттә Йәһваниң Мусаға қилған сөзидин тапимиз. Йәһва: «Мән Өз китавимдин Маңа қарши гуна қилғанни өчүрүмән» дегән. Демәк, Йәһва дәсләптә қәләм билән язғандәк, һазир у китапта бар болған исимларни өчүрүп яки чиқирип ташлиғили болиду (Вәһ. 3:5). Шуңа исмимиз чоқум әшу китапта мәңгү қелиши үчүн униң өчмәс сия қәләм билән йезилишиға капаләтлик қилишимиз лазим.
4 Тәбиийла, биз бәзи соалларни қоюшимиз мүмкин. Мәсилән, һаятлиқ китавиға исми йезилғанлар вә у йәрдә исми йезилмиғанлар һәққидә Муқәддәс Язмиларда немә дейилгән? Исми шу китапта сақланғанлар қачан мәңгүлүк һаятқа еришиду? Йәһвани тонуш пурсити болмай өлүп кәткәнләрчу? Уларниң исимлириниң шу китапқа йезилип қелиши мүмкинму? Бу вә кейинки мақалидин мошу соалларға җавап тапимиз.
ҺАЯТЛИҚ КИТАВИДА КИМЛӘРНИҢ ИСМИ БАР?
5, 6. а) Филипиликләргә 4:3-айәттә көрситилгәндәк, һаятлиқ китавида кимләрниң исми бар? ә) Уларниң исимлири қачан һаятлиқ китавиға мәңгүлүк йезилиду?
5 Бу һаятлиқ китавиға кимләрниң исми йезилған? Бу соалға җавап бериш үчүн биз охшимиған бәш түрлүк кишиләр һәққидә муһакимә қилимиз. Буларниң ичидә бәзилириниң исми һаятлиқ китавиға йезилған, бәзилириниң йезилмиған.
6 Биринчи бир топ Әйса билән биллә асманда һөкүмранлиқ қилишқа талланған кишиләрдин тәркип тапқан. Уларниң исимлири һазир һаятлиқ китавиға йезилғанму? Һә. Әлчи Паулниң филипидики қериндашларни «хизмәтдашлирим» дегинигә қариғанда, Әйса билән биллә һөкүмранлиқ қилишқа талланған майланғанларниң исимлири һазир һаятлиқ китавида йезилған (Филипиликләргә 4:3ни оқуң). Амма улар өз исимлирини бу образлиқ мәнадики китапта сақлап қелиш үчүн чоқум садақәтмәнлигини сақлиши керәк. Уларға ахирқи мөһүр бесилғандин кейин, мәйли улар өлүштин илгири болсун яки дәһшәтлик балаю апәт башлиништин илгири болсун, уларниң исимлири бу китапқа мәңгүлүк йезилиду (Вәһ. 7:3).
7. Вәһий 7:16, 17-айәтләрдин башқа қойлар топиниң исимлири қачан һаятлиқ китавиға мәңгүлүк йезилидиғанлиғи һәққидә немини чүшинимиз?
7 Иккинчи бир топ башқа қойларға мәнсуп болған зор бир топ халайиқтин тәркип тапқан. Уларниң исимлири һазир һаятлиқ китавиға йезилғанму? Һә. Уларниң исми Армагедондин аман-есән өткәндин кейинму һаятлиқ китавида боламду? Һә-ә! (Вәһ. 7:14). Әйса бу қойларға охшаш кишиләрниң «мәңгүлүк һаятқа» еришидиғанлиғини ейтқан (Мәт. 25:46). Амма у Армагедондин аман-есән өткәнләр шу заман мәңгүлүк һаятқа еришмәйду. Уларниң исимлири һаятлиқ китавиға қәләм билән йезилған. Миң жил һөкүмранлиқ мәзгилидә, Әйса «уларни... бақиду вә һаятлиқ сүйиниң булақлириға елип бариду». Мәсиһниң йол-йоруғиға әгәшкән вә ахирида Йәһваға садиқ дәп һөкүм қилинғанларниң исимлири һаятлиқ китавиға мәңгүлүк йезилиду (Вәһий 7:16, 17ни оқуң).
8. Кимләрниң исимлири һаятлиқ китавиға йезилмиған вә кәлгүсидә уларға немә болиду?
8 Үчинчи бир топ Армагедонда йоқ қилинидиған өчкә кәби кишиләрдин тәркип тапқан. Уларниң исимлири һаятлиқ китавида йоқ. Әйса: «улар мәңгүлүк җазаға учрайду» дегән (Мәт. 25:46). Худаниң илһами билән Паул бизгә «бундақ кишиләрниң җазаси мәңгүлүк һалакәттин ибарәт» дегән (Сал. 2-х. 1:9; Пет. 2-х. 2:9). Қедимдин бу ян, қәстән муқәддәс роһқа қарши гуна қилғанларниң һәммиси мәңгүлүк һаятқа еришәлмәйду, бәлки, мәңгүлүк һалакәткә дучар болиду. Ениқки, улар қайта тирилмәйду (Мәт. 12:32; Марк 3:28, 29; Ибр. 6:4—6). Әнди йәр йүзидә тирилидиған икки топ кишиләр һәққидә тәпсилийрәк муһакимә қилип бақайли.
ӨЛҮМДИН ТИРИЛДИҒАНЛАР
9. Әлчиләр 24:15-айәттә көрситилгәндәк, йәр йүзидә қайси икки топ кишиләр тирилиду вә бу икки топниң қандақ пәрқи бар?
9 Муқәддәс китапта йәр йүзидә мәңгү яшашқа тирилдүрүлидиған икки топ кишиләр, «яхшилар», йәни һәққанийлар вә «яманлар», йәни һәққаний әмәсләр һәққидә сөзләнгән (Әлчиләр 24:15ни оқуң). «Яхшилар» һаят вақтида Йәһваға садиқлиқ билән хизмәт қилғанлар. «Яманлар» Йәһваға садиқлиқ билән хизмәт қилмиғанлар. Әмәлийәттә, көпинчә әһвалларда уларниң қилған ишлири һәққанийлиқтин жирақ. Һәр икки топ тирилдүрүлгини үчүн, уларниң исимлири һаятлиқ китавиға йезилған дейәләмдуқ? Бу соалға җавап бериш үчүн һәрбир топ киши һәққидә айрим-айрим көрүп чиқайли.
10. Немә үчүн «һәққанийлар» тирилиду вә уларниң бәзилири қандақ имтиязға еришиду? (Йәр йүзидики тирилиш һәққидә, бу журналниң «Оқурмәнләрниң соаллири» дегән сәһипигә қараң.)
10 Һәққанийлар болса, төртинчи топ кишиләр. Улар өлүштин илгири исимлири һаятлиқ китавиға йезилған. Улар өлгәндә, исимлири шу китаптин чиқириветилгәнму? Яқ, чүнки улар Йәһваниң хатирисидә йәнила «тирик». Йәһва «өлүкләрниң әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур. Чүнки У үчүн уларниң һәммиси тириктур» (Луқа 20:38). Демәк, һәққанийлар йәр йүзидә һаятлиққа еришиш үчүн тирилдүрүлгәндә, уларниң исми дәсләптә «қәләм билән» йезилған болсиму, һаятлиқ китавиға йезилған (Луқа 14:14). Шәк-шүбһисизки, тирилгәнләрниң бәзилири йәр йүзидә әмирләр болуш имтиязиға еришиду (Зәб. 45:16).
11. Һаятлиқ китавиға исимлири йезилиштин бурун «һәққаний әмәс» кишиләр немиләрни үгиниши керәк болиду?
11 Ахирида, бәшинчи топ «һәққаний әмәс» кишиләр һәққидә көрүп чиқайли. Бәлким, улар Йәһваниң қанунлирини билмигәчкә, улар өлүштин илгири һәққаний турмуш кәчүрмигән болуши мүмкин. Шуңа уларниң исми һаятлиқ китавиға йезилмиған. Амма уларни тирилдүрүш арқилиқ, Худа ахирида уларниң исимлириниң шу китапқа йезилишиға пурсәт бериду. Бу «һәққаний әмәс» кишиләр көп ярдәмгә муһтаҗ. Уларниң бәзилири өлүп кетиштин илгири қорқунчлуқ, интайин яман ишларни қилған. Шуңлашқа, уларға Йәһваниң һәққаний өлчәмлиригә мас һаят кәчүрүш үчүн немиләрни қилиши керәклигини үгитиш керәк. Бу мәхсәткә йетиш үчүн Худа Падишалиғи йәр йүзидә һечқачан болуп бақмиған кәң көләмлик тәлим-тәрбийә бериш ишиға йетәкчилик қилиду.
12. а) Кимләр һәққаний әмәсләрни үгитиду? ә) Үгәнгән билимләрни рәт қилғанларға немә болиду?
12 Кимләр һәққаний әмәсләрни үгитиду? Зор бир топ халайиқ вә тирилдүрүлгән һәққаний кишиләр. Һәққаний әмәс кишиләрниң исимлири һаятлиқ китавиға йезилиши үчүн улар Йәһва билән болған мунасивәтни яхшилап, өзлирини Униңға беғишлиши керәк. Мәсиһ Әйса вә майланғанлар асманда туруп, һәққаний әмәсләрниң үгитилгән билимләргә қандақ инкас қайтуридиғанлиғини диққәт билән күзитиду (Вәһ. 20:4). Әшу билимләрни рәт қилған һәрқандақ бир инсан, һәтта 100 яшқа киргән болсиму, у йоқ қилиниду (Йәшая 65:20). Йәһва Худа билән Әйса инсанниң қәлбидики нийәтлирини биләләйду вә һечкимниң йеңи дунияда яманлиқ қилишиға йол қоймайду (Йәшая 11:9; 60:18; 65:25; Йоһ. 2:25).
ЯШАШ ВӘ ҺӨКҮМ ҮЧҮН ТИРИЛИДУ
13, 14. а) Әйсаниң Йоһан 5:28, 29-айәтләрдики сөзлирини өтмүштә қандақ чүшәнгән едуқ? ә) Бу сөзләр һәққидә немиләргә диққәт қилишимиз керәк?
13 Әйса йәнә йәр йүзидә тирилидиғанлар һәққидә сөз қилған. Мәсилән, у мундақ дегән: «Қәбирләрдики һәммиси мениң авазимни аңлайдиған вақит келиду вә улар қәбирлиридин чиқишиду: яхшилиқ қилғанлар — һаятқа еришиду, яманлиқ қилғанлар — әйиплиниду» (Йоһ. 5:28, 29). Ундақта, Әйса немә демәкчи болған?
14 Биз өтмүштә, Әйсаниң сөзи кишиләр тирилгәндин кейин қилидиған әмәллирини көрситиду дәп чүшәнгән едуқ. Йәни бәзиләр тирилдүрүлгәндин кейин яхши ишларни қилиду, йәнә бәзиләр тирилдүрүлгәндин кейин яман ишларни қилиду. Бирақ шуниңға диққәт қилиңки, Әйса хатирә қәбриләрдин әндила чиққанларни яхши ишларни қилиду яки яман ишларни қилиду дәп ейтмиған. Әйса бу айәттә өткән заманни қолланған. У «яхшилиқ қилғанлар» вә «яманлиқ қилғанлар» һәққидә сөзләйду. Бу уларниң өлүштин илгири қилған ишлирини көрситиду. Бу мәнтиқигә уйғун, шундақ әмәсму? Чүнки Худа һечкимниң йеңи дунияда яман ишларни қилишиға йол қоймайду. Шуңа һәққаний әмәсләр өлүштин илгири бу яман ишларни қилған болуши керәк. Ундақта, Әйсаниң «һаятлиқ үчүн тирилиду» вә «һөкүм үчүн тирилиду» дегән сөзлирини қандақ чүшинишимиз керәк?
15. Кимләр һаятлиқ үчүн тирилиду вә немә үчүн?
15 Өлүштин илгири яхши ишларни қилған һәққаний кишиләр «һаятлиқ үчүн тирилиду», чүнки уларниң исми һаятлиқ китавиға йезилған. Демәк, Йоһан 5:29-айәттә тәсвирләнгән яхшилиқ қилғанларниң тирилиши, Әлчиләр 24:15-айәттә тилға елинған һәққанийларниң тирилиши билән охшаш. Бу чүшәндүрүш, Римлиқларға 6:7-айәттики, «өлгән киши гунасидин азат болған болиду» дегән сөзләргә мас келиду. Демәк, һәққанийлар өлгәндә, Йәһва уларниң өткүзгән гуналирини кәчүриду, бирақ уларниң һаят вақтида Худаға садиқ қелиш үчүн қилған ишлирини унтуп қалмайду (Ибр. 6:10). Әлвәттә, тирилдүрүлгән һәққанийлар өз исимлириниң һаятлиқ китавида мәңгү қелиши үчүн улар садақәтмәнлигини сақлап қелиши керәк.
16. Һөкүм үчүн тирилиду дегәнлик немини билдүриду?
16 Өлүштин илгири яман ишларни қилғанларға немә болиду? Гәрчә улар өлгәндә гуналиридин азат болған болсиму, амма улар һаят вақтида Йәһваға садиқ хизмәт қилмиған. Уларниң исимлири һаятлиқ китавиға йезилмиған. Шуңлашқа, «яманлиқ қилғучиларниң» тирилиши, Әлчиләр 24:15-айәттә тилға елинған «һәққаний әмәсләрниң» тирилиши билән охшаш. Улар һөкүм үчүн тирилиду c. Бу дегәнлик, Әйса һәққаний әмәсләрни күзитип баһалайду вә уларниң ишлирини тәкшүриду (Луқа 22:30). Уларниң исимлири һаятлиқ китавиға йезилишқа лайиқ яки лайиқ әмәслигини һөкүм қилишқа бир мәзгил вақит кетиду. Бу һәққаний әмәс кишиләр илгирики рәзил турмуш йолини өзгәртип, өзлирини Йәһваға беғишлиғандила, уларниң исимлири һаятлиқ китавиға йезилиду.
17, 18. Йәр йүзидә тирилгәнләрниң һәммиси немә қилиши керәк? Улар қайси «қилған ишлириға» асасән һөкүм қилиниду? (Вәһий 20:12, 13)
17 Мәйли улар илгири һәққаний яки һәққаний әмәс кишиләр болған болсун, тирилгәнләр 1000 жиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә ечилидиған йеңи китаплардики қанунларға бойсунуши керәк. Әлчи Йоһан өзиниң көргәнлирини тәсвирләп мундақ дегән: «Шундақла мән тәхт алдида турған улуқ вә әрзимәс өлгәнләрни көрдүм. Шу чағда түртәкләр ечилип, һаят түртиги дегән йәнә бир түртәкму ечилди. Өлгәнләр түртәкләрдә йезилған бойичә, қилған ишлириға яриша, сотланған еди. Деңиз өзидики өлгәнләрни вә өлүм һәм қәбир өзидики өлгәнләрни қайтурди. Һәрбир киши ишлириға қарап сотланған еди» (Вәһий 20:12, 13).
18 Тирилгәнләр қайси «қилған ишлириға» асасән һөкүм қилиниду? Улар өлүштин илгири қилған ишлириға асасәнму? Яқ! Есиңиздә болсунки, улар өлгәндә, қилған илгирики гуналиридин азат болиду. Бу йәрдә ейтилған «қилған ишлири» һәргизму илгирики һаятида қилған ишларни көрсәтмәйду. Әксичә, уларниң йеңи дунияда алған тәлим-тәрбийисидин кейин қилған ишлирини көрситиду. Һәтта илгири Худаға садиқ яшиған Нуһ, Самуил, Давут вә Даниялға охшаш кишиләрму Әйса Мәсиһ һәққидә үгинип, униң төләм қурбанлиғиға болған ишәнчисини көрситиши керәк. Ундақ екән, тирилгән һәққаний әмәсләр техиму шундақ қилиши керәк!
19. Бу аҗайип пурсәтни рәт қилғанларниң ақивети қандақ болиду?
19 Бу аҗайип пурсәтни рәт қилғанларниң ақивети қандақ болиду? Вәһий 20:15-айәт мундақ дәйду: «Исми һаят түртигигә йезилмиған һәрқандақ киши от көлигә ташланди». Шундақ, улар мәңгүгә һалак қилиниду. Демәк, исмимизниң һаятлиқ китавиға йезилиши вә давамлиқ у йәрдә қелиши үчүн қолумиздин келишичә тиришчанлиқ көрситиш интайин муһим!
20. Миң жиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә қандақ һаяҗанлиқ иш әмәлгә ашурулиду (Муқавидики рәсимгә қараң.)
20 Әйсаниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи әҗайип һаяҗанлиқ бир заман болиду! Шу вақитта, Худаниң хәлқи пүткүл йәр йүзидә кәң көләмлик тәлим-тәрбийә хизмитини елип бариду. Униңдин башқа, шу чағда һәққанийлар вә һәққаний әмәсләрниң ишлири тәкшүрүлиду (Йәшая 26:9; Әлч. 17:31). Бу тәлим-тәрбийә хизмити қандақ елип берилиду? Кейинки мақалә бу соалға җавап тепишимизға вә шу әҗайип хизмәтни қәдирлишимизгә ярдәм бериду.
12-НАХША Вәдә қилинған мәңгү һаят
a Әйса Мәсиһниң Йоһан 5:28, 29-айәтләрдики «һаятлиқ үчүн тирилиду» вә «һөкүм үчүн тирилиду» дегән сөзлиригә болған йеңи чүшәнчилиримиз вә өзгәртишләр муһакимә қилиниду. Бу икки тирилишниң немини билдүридиғанлиғи вә кимләр бу икки тирилишни баштин өткүзидиғанлиғини үгинимиз.
b Бу китапниң йезилиши дунияниң һули селинғандин бери, йәни Әйсаниң төләм қурбанлиғи арқилиқ гунадин қутулуш пурситигә егә болған кишиләр дуниясидин башланған (Мәт. 25:34; Вәһ. 17:8). Шуңа ениқки һаятлиқ китавиға тунҗа болуп, һәққаний киши Һабилниң исми йезилған.
c Биз илгири бу йәрдә ишлитилгән «һөкүм» сөзини сәлбий һөкүм, йәни җаза һөкүмини билдүриду дәп чүшәндүргән едуқ. Әмәлийәттә, «һөкүм» сөзиниң шундақ мәниси болуши мүмкин. Амма Әйса «һөкүм» сөзини техиму кәң мәнада қолланған. Бу сөзниң алди-кәйнидики айәтләр, Әйсаниң бирини диққәт билән күзитип, униңға баһа бериш яки тәкшүрүшни нәзәрдә тутқанлиғини көрситиду. Бир грек тили Муқәддәс китап луғитидә, бу сөз «бир кишиниң иш-һәрикәтлирини тәкшүрүшни» билдүридиғанлиғи изаһланған.