Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

38-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Ишәнчлик киши екәнлигиңизни көрситиң

Ишәнчлик киши екәнлигиңизни көрситиң

«Ишәшлик адәм башқиниң сириға садиқ» (ПӘНД Н. 11:13).

53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Бирсиниң ишәнчлик адәм екәнлигини қандақ биләләймиз?

 ИШӘНЧЛИК адәм вәдисидә туриду вә һәқиқәтни сөзләйду (Зәб. 15:4). Кишиләр өзиниң шундақ адәмгә таянса болидиғанлиғини билиду. Бизму қериндашлиримизниң бизгә тайинишини үмүт қилимиз. Уларниң ишәнчисини қолға кәлтүрүшимизгә немә ярдәм берәләйду?

2. Өзүмизниң ишәнчлик екәнлигимизни қандақ көрситәләймиз?

2 Башқиларни бизгә ишинишкә мәҗбурлалмаймиз. Чоқум уларниң ишәнчисини қолға кәлтүрүшимиз керәк. Кишиләр ишәнчни пулға охшайду дейишиду. Ишәнч қазиниш тәс, уни йоқитиш асан. Ениқки, Йәһва Худа бизниң ишәнчимизни қолға кәлтүрди. Биз Униңға һемишәм ишинәләймиз, чүнки «Униң һәрхил иши тоғридур» (Зәб. 33:4). У бизниң Уни үлгә қилишимизни үмүт қилиду (Әфәс. 5:1). Йәһва Худаниң хизмәтчилири әрштики Атисини үлгә қилип, өзлириниң ишәнчлик екәнлигини испатлиған. Бәзи мисалларни көрүп бақайли. Биз йәнә ишәнчлик киши болушимизға ярдәм беридиған бәш пәзиләтни муһакимә қилимиз.

ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ИШӘНЧИЛИК ХИЗМӘТЧИЛИРИДИН ҮГИНИҢ

3, 4. Даниял пәйғәмбәр ишәнчлик адәм екәнлигини қандақ испатлиған вә бу бизни өзүмиздин қандақ соал сорашқа дәвәт қилид у?

3 Даниял пәйғәмбәр ишәнчлик болушниң есил үлгисини көрсәткән. Гәрчә у бабиллиқлар тәрипидин әсиргә елинған болсиму, узун өтмәй, у ишәнчлик адәм дегән намға еришкән. У Бабил падишаси Небуқаднисарниң көргән чүшини Тәңри Йәһваниң ярдими билән өрүп бәргәндә, униң инавити техиму ашқан. Бир қетим Даниял падишаға Йәһва Худаниң униңдин нарази екәнлигини ейтишқа тоғра кәлгән. Бундақ қилиш җасарәтлик болушни тәләп қилатти. Чүнки Небуқаднисарниң миҗәзи интайин қопал еди (Дан. 2:12; 4:20—22, 25). Нурғун жиллардин кейин Даниял Бабил ордисидики тамда пәйда болған бир сирлиқ хәвәрни тоғра чүшәндүрүп, өзиниң ишәнчлик адәм екәнлигини йәнә бир қетим испатлиған еди (Дан. 5:5, 25—29). Кейинчә Мидия падишаси Дариус вә у тәйинлигән әмәлдарларму Даниялниң алаһидә бир роһий хусусийити бар екәнлигини байқиған. Улар Даниялниң «диянәтлик вә ишәшлик болуп, униңдин қилчә кәмчилик яки сәһвәнлик» чиқиралмиғанлиғини етирап қилған (Дан. 6:3, 4). Шундақ, һәтта бутпәрәс һөкүмранларму Йәһва Худаниң бу хизмәтчисигә ишәнсә болидиғанлиғини тонуп йәткән.

4 Даниялниң үлгисини әстә сақлиған һалда, өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Җамаәтниң сиртида қандақ нам-аброюм бар? Башқилар мени мәсъулийәтчан вә ишәнчлик адәм дәп қарамду?» Немә үчүн өзүмиздин бу муһим соални соришимиз керәк? Чүнки биз ишәнчлик болғанда, Йәһваға шан-шәрәп елип келимиз

Нәһәмия ишәнчлик кишиләрни таллап, уларға мәсъулийәтләрни тапшурған (5-абзацқа қараң)

5. Һананияниң ишәнчлик адәм болушиға немә ярдәм бәргән?

5 Миладидин илгирики 455-жили, валий Нәһәмия Йерусалимниң сепилини қайта турғузғандин кейин, шәһәрни яхши қоғдайдиған ишәнчлик кишиләрни издигән еди. Нәһәмия башқилар арисидин қорған қомандани Һананияни таллиған. Муқәддәс Язмиларда, Һанания ишәнчлик, башқиларға қариғанда техиму ихласмән дәп тәсвирләнгән (Нәһ. 7:2). Йәһваға болған сөйгү-муһәббәт вә Уни нарази қилиштин қорқуш Һананяни өзигә берилгән һәрқандақ вәзипини әстаидил орунлашқа үндигән. Бу пәзиләтләр бизниң Худаға хизмәт қилишта ишәнчлик болушимизға ярдәм бериду.

6. Тихик әлчи Паулниң ишәнчлик дости екәнлигини қандақ испатлиған?

6 Әлчи Паулниң ишәнчлик һәмраһи Тихикниң мисални көрүп бақайли. Паул өйдә назарәт астида болғанда, Тихикқа ишәнгән вә уни «садиқ хизмәтчи» дегән (Әфәс. 6:21, 22). Паул у арқилиқ Әфәс вә Колоси шәһиридики қериндашларға хәт әвәткән вә униң қериндашларға илһам вә тәсәлли беридиғанлиғиға ишәнгән. Тихик бизгә бүгүнки күндә роһий еһтияҗимизға көңүл бөлидиған садиқ вә ишәнчлик әрләрни әслитиду (Кол. 4:7—9).

7. Җамаитиңиздики ақсақаллар вә хизмәт ярдәмчилиридин ишәнчлик болуш тоғрисида немиләрни үгинәләйсиз?

7 Бүгүн биз ишәнчлик ақсақаллар вә хизмәт ярдәмчилиригә чоңқур миннәтдарлиқ билдүримиз. Даниял, Һанания вә Тихикқа охшаш уларму вәзиписини әстаидил орунлайду. Мәсилән, һәптә оттурисидики ибадәт жиғилиши программилириниң һәммә бөләклири қериндашларға тапшурулғанлиғидин гуманланмаймиз. Ақсақаллар әр яки аял қериндашлиримизниң тапшурулған тапшуруқларға тәйярлиқ қилип, жиғилишларда орунлиғанлиғиға миннәтдарлиқ билдүриду! Биз иккиләнмәйла Муқәддәс китапни үгиниватқан кишиләрни һәптә ахиридики ибадәт жиғилишиға тәклип қилимиз, һәргизму бири аммивий нутуқ сөзләшни орунлаштурушни унтуп қалғанмиди дәп әнсирмәймиз. Биз вәз хизмәттә ишлитидиған нәшир материяллиримизниң болидиғанлиғиға ишинимиз. Бу садақәтмән қериндашлар роһий еһтияҗлиримизға көңүл бөлиду вә улар үчүн Йәһваға рәхмәт ейтимиз! Өзүмизни ишәнчлик екәнлигимизни қандақ испатлалаймиз?

МӘХПИЙӘТЛИКНИ САҚЛАШ АРҚИЛИҚ ИШӘНЧЛИК БОЛУҢ

8. Башқиларға қизиқип көңүл бөлгәндә, қайси җәһәттин тәңпуң болушимиз керәк? (Пәнд-нәсиһәтләр 11:13)

8 Биз қериндашлиримизни яхши көримиз вә уларниң қандақ турмуш кәчүрүватқанлиғиға көңүл бөлүп қизиқимиз. Бирақ биз чоқум тәңпуң болушимиз вә уларниң шәхсий мәхпийәтлигигә һөрмәт қилишимиз керәк. Биринчи әсирдики етиқатчилар җамаитидә ғевәт қилип, башқиларниң ишлириға арилишидиған бәзи кишиләр болған (Тим. 1-х. 5:13). Биз һәргизму уларға охшаш болушни халимаймиз. Амма бәзиләр шәхсий ишлири һәққидә ейтип берип, биздин буни башқиларға ейтмаслиқни ейтти дәп пәрәз қилайли. Мәсилән, бир қериндаш бизгә өзи дуч келиватқан саламәтлик мәсилиси яки башқа синақлар һәққидә сөзләп бәргәндин кейин буни башқиларға ейтмаслиқни тәләп қилса, униң тәләп қилғинидәк қилишимиз лазим b (Пәнд-нәсиһәтләр 11:13ни оқуң). Әнди мәхпийәтликни сақлаш муһим болған башқа бир қанчә вәзийәтләрни көрүп бақайли.

9. Аилә әзалири өзлириниң ишәнчилик екәнлигини қандақ испатлалайду?

9 Аилидә. Аилиниң һәрбир әзасиниң аилидики ишларни мәхпий тутуш мәҗбурийити бар. Мәсилән, бир етиқатчи аялиниң өйидә қизиқарлиқ ишларни қилип, ерини күлдүридиған адити болуши мүмкин. Әр бу тоғрилиқ башқиларниң алдида сөзләп, аялини хиҗил қиламду? Әлвәттә, ундақ қилмайду! У аялини сөйиду вә һәргизму униң көңлигә азар беридиған ишни қилишни халимайду (Әфәсликләргә 5:33). Өсмүрләр өзлиригә һөрмәт билән муамилә қилишни халайду. Ата-аниларниң буни тонуп йетиши бәк муһим. Улар балилириниң хаталиқлирини башқиларға ейтип, балилирини хиҗаләттә қалдурмаслиғи керәк (Колосилиқларға 3:21). Балилар зерәк вә һошияр болушни үгинип, аилиниң башқа әзалирини хиҗил қилидиған хәвәрни сирттикиләргә ашкарә қилмаслиғи керәк (Қанун шәрһи 5:16). Аилиниң һәрбир әзаси аилидики мәхпийәтликни сақлиса, уларниң меһир-муһәббәт риштиси техиму күчийиду.

10. Һәқиқий дост қандақ болиду? (Пәнд-нәсиһәтләр 17:17)

10 Достлуқ мунасивитимиздә. Бәзи чағларда йеқин сирдаш достумизға ичимизни төкүшни халаймиз. Амма бундақ қилиш бәзидә қийин болуши мүмкин. Бәлким, биз башқиларға көңлимиздә ойлиғанлиримизни ейтишқа адәтләнмигән болушимиз мүмкин вә достумизға ейтқанлиримизни кейин башқиларниң еғизидин аңлисақ, көңлүмиз қаттиқ ағрийду. Амма мәхпийәтлигимизни сақлиған достни қәдирләймиз. У бизниң һәқиқий сирдаш достумиздур! (Пәнд-нәсиһәтләр 17:17ни оқуң)

Ақсақаллар аилә әзалириға мәхпий мәсилиләрни ейтмайду (11-абзацқа қараң) c

11. а) Ақсақаллар вә уларниң аяллири өзлириниң ишәнчилик екәнлигини қандақ көрситиду? ә) Җамаәтниң мәхпий ишини аилисидикиләрдин сир тутқан ақсақалдин қандақ савақ алалаймиз? (Рәсимгә қараң.)

11 Җамаәттә. Ақсақалларниң мәхпийәтликни сақлайдиғанлиғини һәммиси билиду. Улар қериндашлири үчүн шамалдин далдилинидиған боран-чапқундин сақлинидиған панаһгаһтур (Йәшая 32:2). Биз бу кишиләр билән әркин-азадә параңлишалайдиғанлиғимизни билимиз. Ейтқанлиримизни улар мәхпий сақлайдиғанлиғиға ишинимиз. Уларни шәхсий мәхпийәтлигимизни чоқум сақлашқа вәдә беришкә қистимаймиз. Униңдин башқа, ақсақаллиримизниң аяллиридин миннәтдармиз, чүнки улар әрлиридин гәп елишқа урунмайду. Ақсақалниң аялиға қериндашларниң шәхсий ишлири һәққидә ейтмаслиғи һәқиқәтән бәрикәттур! Бир ақсақалниң аяли мундақ дәйду: «Йолдишим бәзи қериндашларни зиярәт қилип, падичи болуш мәсъулийитини орунлайду. Җамаәттә кимниң роһий җәһәттә ярдәмгә муһтаҗ екәнлигини билиду. Амма һечқачан улар һәққидә маңа бир нәрсә ейтмайду, һәтта исимлириниму ейтмайду. Шуңа мән һеч немә қилалмайдиған ишлар үчүн ғәм қилишимниң һаҗити йоқ вә җамаәттики һәммә қериндашлар билән әркин алақә қилалаймән. Мән еримгә шәхсий һис-туйғулирим яки қийинчилиқлиримни сөзләп бәрсәм, буларниму башқилардин мәхпий тутидиғанлиғиғиму ишинимән». Әлвәттә, һәммимиз ишәнчилик киши дегән намға еришишни халаймиз. Қайси пәзиләтләр бу мәхсәткә йетишимизгә ярдәм бериду? Улардин бәшини муһакимә қилип чиқайли.

ИШӘНЧЛИК КИШИ БОЛУШИҢИЗҒА ЯРДӘМ БЕРИДИҒАН ПӘЗИЛӘТЛӘРНИ ЙЕТИЛДҮРҮҢ

12. Немә үчүн муһәббәтни ишәнчниң һул-асаси дейәләймиз? Мисал кәлтүрүң.

12 Меһир-муһәббәт ишәнчниң һул-асаси. Әйса әң муһим икки әмир болса, Йәһвани сөйүш вә хошнимизни сөйүш дегән (Мәт. 22:37—39). Йәһваға болған муһәббитимиз бизни Униң мукәммәл үлгисигә әгишип, ишәнчлик киши болушқа үндәйду. Мәсилән, қериндашлиримизға болған муһәббәт бизни уларниң шәхсий ишлирини мәхпий тутушқа үндәйду. Биз уларниң шәхсий мәхпийәтлигини ашкарилап, уларни хиҗил қилидиған яки көңлини ағритидиған ишларни қилишни һәргизму халимаймиз (Йоһ. 15:12).

13. Кәмтәрлик ишәнчлик киши болушимизға қандақ ярдәм бериду?

13 Кәмтәрлик ишәнчлик киши болушимизға ярдәм бериду. Кәмтәр бир Мәсиһ әгәшкүчиси башқиларда яхши тәсират қалдурмақчи болуп, мәлум бир йеңи хәвәрни тунҗи болуп ашкарилимайду (Флп. 2:3). У өзи билгән мәхпий бир хәвәрни башқилар ашкарилаш арқилиқ өзини көз-көз қилмайду. Әгәр мәлум бир иш Муқәддәс китап яки тәшкилат тәминлигән нәшири материалларда муһакимә қилинмиған болса, кәмтәр киши өзиниң шу ишқа болған көзқарашлирини һәммила йәрдә ейтип жүрмәйду.

14. Әқил-парасәт ишәнчилик киши болушимизға қандақ ярдәм бериду?

14 Әқил-парасәт бир Мәсиһ әгәшкүчисигә қачан сүкүт қилиш, қачан сөзләш керәклигини пәриқ етишкә ярдәм бериду (Вәз 3:7). Бәзи мәдәнийәтләрдә, кишиләр «сөз күмүш, амма сүкүт болса, алтундур» дейишиду. Башқичә ейтқанда, бәзидә сүкүт қилиш сөзләштин әвзәл. Шуңа, Пәнд-нәсиһәтләр 11:12-айәттә мундақ дейилгән: «һәқиқий әқиллиқ адәм сүкүт қилиду». Тәҗрибилик бир ақсақалниң мисални көрүп бақайли. Башқа җамаәтләр қийин мәсилилиригә дуч кәлгәндә, бу ақсақалдин ярдәм сорайду. Йәнә бир ақсақал у һәққидә мундақ дәйду: «У һемишәм башқа җамаәтләр билән мунасивәтлик мәхпий учурларни ашкарилаштин толиму еһтият қилиду». Бу ақсақалниң әқил-парасити уни җамаитидики ақсақаллар кеңиши арисида һөрмәткә ериштүргән. Улар униң мәхпий ишларни башқиларға ашкарилимайдиғанлиғиға ишиниду.

15. Немә үчүн сәмимий киши башқиларниң ишәнчисигә еришәләйду? Бир мисал кәлтүрүң.

15 Сәмимийлик билән ишәнчлик бир-биригә зич бағлинишлиқ. Биз сәмимий адәмгә ишинимиз, чүнки биз униң дайим һәқиқәтни сөзләйдиғанлиғини билимиз (Әфәс. 4:25; Ибр. 13:18). Мәсилән, сизни тәлим бериш қабилийитиңизни өстүрмәкчи дәп пәрәз қилайли. Нутуғиңизни аңлап, пайдилиқ мәслиһәтләрни беришкә бирини тәклип қилмақчи болсиңиз, қандақ кишини тәклип қилисиз? Сиз пәқәт қулиғиңизға хуш яқидиған йеқимлиқ сөзләрни қилидиған кишиниму яки мулайимлиқ билән сизгә раст гәп қилидиған кишиниму? Буниң җавави бәк ениқ. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Очуқ паш қилиш йошурулған меһир-рәһимдиллиқтин яхшидур. Достуң садиқлиқтин яридар қилиду» (Пәнд н. 27:5, 6). Гәрчә дәсләптә мәслиһәтни аңлаш қийин болсиму, кейинирәк әшу сәмимий мәслиһәтниң пайдисини көримиз

16. Пәнд-нәсиһәтләр 10:19-айәт өзини тутувелиш керәклигини қандақ тәкитләнгән?

16 Әгәр башқиларниң ишәнчисигә еришмәкчи болсақ, өзини тутувелиш кам болса, болмайдиған пәзиләт. Бәзидә мәхпий мәлуматларни башқиларға ейтишни халап қалидиған чағлар болуши мүмкин. Шундақ чағларда бу пәзиләт еғизимизни чиң тутушқа ярдәм бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 10:19ни оқуң). Әгәр иҗтимаий алақә торини ишләткәндә, өзүмизни тутувелиш асан болмаслиғи һәмдә еһтиятсизлиқтин бәзи мәхпий ишларни башқиларға ашкарилап қоюшимиз мүмкин. Бәзи учурлар торға йолланғандин кейин башқиларниң бу учурларни қандақ ишлитидиғанлиғини вә қанчилик зиян елип келидиғанлиғини контрол қилалмаймиз. Йәнә бир җәһәттин, һәқиқәткә қарши турғучилар қериндашлиримизға хәтәр елип келидиған учурларни ашкарилишимиз үчүн бизни аздурғанда, өзини тутувелиш сүкүт қилишимизға ярдәм бериду. Хизмитимиз чәкләнгән яки мәнъий қилинған җайларда сақчилар бизни сорақ қилғанда, шундақ әһвалға дуч келишимиз мүмкин. Биз бу вә башқа вәзийәтләрдиму еғизимизни тикип қоюп, тилимизни тартсақ болиду (Зәб. 39:1). Мәйли аилимиздикиләр, достлиримиз вә имандашлиримиз яки башқилар билән болған мунасивәттә ишәнчилик болушимиз керәк. Ишәнчилик киши болуш үчүн өзүмизни тутувелишимиз лазим.

17. Җамаитимиздә өз ара ишәнчниң күчийишигә өз һәссимизни қандақ қошалаймиз?

17 Йәһваниң хәлқи сүпитидә биз бир-биримизни сөйүмиз вә бир-биримизгә ишинимиз. Бундақ бир аилиниң әзаси болалиғинимиз үчүн Йәһва интайин миннәтдармиз! Һәммимиз қериндашлиримизниң ишәнчисигә еришиш қолумиздин келишичә тиришчанлиқ көрситишимиз лазим. Һәрбиримиз шәхсән муһәббәт, кәмтәрлик, әқил-парасәт, сәмимийлик вә өзини тутувелиштәк пәзиләтләрни йетилдүрүш үчүн тиришсақ, җамаитимиздә өз ара ишәнчниң күчийишигә һәссимизни қошумиз. Ишәнчилик киши екәнлигимизни көрситиш тохтимайдиған җәрияндур. Ундақта, Йәһва Худайимизни үлгә қилип, өзүмизниң ишәнчилик киши екәнлигини давамлиқ көрситәйли.

43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!

a Әгәр башқиларниң бизгә ишинишини үмүт қилсақ, алди билән өзүмизниң ишәнчлик екәнлигимизни испатлишимиз керәк. Бу мақалидә бир-биримизгә ишинишниң немә үчүн шунчә муһимлиғини вә қандақ пәзиләтләр ишәнчлик адәм болушимизға ярдәм беридиғанлиғини муһакимә қилимиз.

b Әгәр биз җамаәттики бириниң еғир хаталиқ өткүзгәнлигини билсәк, уни ақсақаллардин ярдәм сорашқа үндәймиз. Әгәр у ундақ қилмиса, Йәһваға вә етиқатчилар җамаитигә болған садақәтмәнлигимиз бизни роһий падичиларға берип, уларға өзүмиз билгән ишни ейтишқа үндәйду.

c СҮРӘТТӘ: Ақсақал мәхпий ишлар һәққидә аилә әзалириға ейтмайду.