Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘРҖИМИҺАЛ

Йәһва Худа тоғрилиқ билим елиш вә тәлим бериш мени көп хошаллиққа ериштүрди

Йәһва Худа тоғрилиқ билим елиш вә тәлим бериш мени көп хошаллиққа ериштүрди

МӘН Пенсильвания штатидики Истон шәһиридә чоң болдум. Муһим бир адәм болушни халиғачқа, университетқа оқушқа иштияқ бағлидим. Математика вә тәбиий пән дәрислирини яхши көрәттим. 1956-жили пухраларниң һоқуқлирини қоғдайдиған тәшкилат маңа 25 доллар бәрди, чүнки мән қара тәнлик оқуғучилар арисида яхши оқуйдиған оқуғучи едим. Кейинчә мениң мәхсәтлирим өзгәрди. Немә үчүн?

ЙӘҺВА ХУДА ТОҒРИЛИҚ БИЛИМ АЛДИМ

1940-жилларниң башлирида ата-анам Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китап үгинишни башлиған. Үгиниш тохтап қалған болсиму, апам «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниш!» журналлирини оқуп туратти. 1950-жили Нью-Йорк шәһиридә хәлиқара конгресс өткүзүлүши керәк еди вә аилимизму бу конгрессқа қатнишишқа тәклип қилинди.

Конгресстин көп өтмәй, бурадәр Лоренс Джеффрис бизниң өйүмизгә кәлди. У маңа һәқиқәт тоғрилиқ үгитишкә орунлуқ көрди. Дәсләптә мән Йәһва гувачилириниң бетәрәпликни сақлаш, сәясәт вә һәрбий хизмәткә болған көзқаришини қобул қилмидим. Америкида һәммиси урушқа беришни рәт қилса, дүшмәнләр дөләтни бесивалиду дәп ойлиған едим. Джеффрис сәвирчанлиқ билән чүшәндүрүшкә һәрикәт қилди. У мундақ соал қойди: «Әгәр Америкидики һәммә адәмләр Йәһва Худаға хизмәт қилса, дүшмәнләр һуҗум қилғанда, сизниңчә, Йәһва Худа немә қилатти?» Униң бу соали вә башқа чүшәндүрүшлири көзқаришимниң натоғра екәнлигини көрүп йетишимгә ярдәм бәрди. Шуниң билән Муқәддәс китап һәқиқитигә болған қизиқишим күчәйди.

Чөмдүрүлүштин өтүватимән

«Күзитиш мунари» вә «Ойғиниш!» журналлирини саат-саатлап оқаттим. Апам буни көрүп, уларни амбарға әкирип қойди. Вақит өтүп, һәқиқәтни билгәнлигимни чүшәндим вә Джеффрис билән Муқәддәс китап тәтқиқ қилишқа башлидим. Җамаәт жиғилишлириға дайим бараттим. Үгәнгән нәрсиләрни яхши көрдүм. Кейин вәз ейтқучи болдум. «Пәрвәрдигарниң улуқ күни йеқиндур» дегән сөзләрни чүшәнгәндә, мәхсәтлиримни өзгәрттим (Зәф. 1:14). Шуниң билән университетта оқушниң орниға, башқиларға Муқәддәс китап һәқиқәтлирини үгитишни халидим.

1956-жили, 13-июнь күни мәктәпни пүтәрдим. Үч күндин кейин районлуқ конгресста чөмдүрүлүштин өттүм. Шу вақитта һаятимни башқиларға Йәһва Худа тоғрилиқ билим елиш вә тәлим беришкә беғишлисам, шунчә көп бәрикәтләргә еришидиғанлиғимни ойлапму бақмиған едим.

ПИОНЕР БОЛУП БАШҚИЛАРҒА ТӘЛИМ БЕРИМӘН

Чөмдүрүлүп, алтә айдин кейин пионер болдум. 1956-жил, декабрь ейиниң «Падишалиқ вә вәз хизмитимиз» варақчисидә вәз ейтқучиларға «Еһтияҗлиқ йәрләргә көчүп бараламсиз?» дегән мақалә елан қилинған еди. Бу мақалә мән үчүнла йезилған еди. Мән вәз ейтқучилар аз йәрдә хизмәт қилишни халидим (Мәт. 24:14).

Җәнубий Каролинаниң Эджфилд шәһиригә көчүп бардим. Шу җамаәттә пәқәт төрт вәз ейтқучи бар еди. Мән келип, бәш киши болдуқ. Биз җамаәт жиғилишлирини қериндашларниң өйлиридә өткүзәттуқ. Һәр айда 100 саат вәз қилаттим. Һаятим бәк алдираш өтәтти, чүнки вәз қилишқа йетәкчилик қилиш хизмити вә җамаәт жиғилишлирида нутуқларни ейтишни өз үстүмгә алған едим. Җамаәттә көп хизмәт қилғансири, Йәһва Худа тоғрилиқ көпирәк билимгә егә болдум.

Мән бир аял билән Муқәддәс китап үгинишни өткүздүм. Шу аялниң мән туридиған җайдин бирнәччә километр жирақлиқтики Джонстон шәһиридә дәпнә мәрасимни өткүзидиған қораси бар еди. У маңа йерим күн ишләйдиған иш бәрди вә кичик бир бенани жиғилиш зали сүпитидә қоллинишқа рухсәт бәрди.

Мениң билән үгәнгән бурадәрниң оғли Джоли Джеффрис Нью-Йорктики Бруклиндин көчүп кәлди. Биз бирликтә пионерлиқ хизмитидә болдуқ. Биз бир бурадәр ишлитишкә берип турған бир кичик карван өйидә яшидуқ.

Җәнупта иш һәққи төвән еди. Күнигә 2, 3 доллар тапаттуқ. Бир күни дуканға барғанда, бар пулумниң һәммисигә озуқ-түлүк сетивалдим. Дукандин чиққанда, бир киши мениңдин «Иш керәкму? Мән саатиға 1 доллар беримән»,— деди. У маңа қурулуш орнини үч күн бесиқтуридиған иш бәрди. Наһайити ениқки, Йәһва Худа мениң давамлиқ Эджфилдта хизмәт қилишимға ярдәм беривататти. Гәрчә пулум көп болмисиму, 1958-жили Нью-Йоркта өткүзүлгән хәлиқаралиқ конгрессқа бериш пурситим болди.

Той күнимиз

Конгрессниң иккинчи күни алаһидә бир иш йүз бәрди. Мән Руби Уодлингтон исимлиқ қериндаш билән тонуштум. У Теннесси штатиниң Галатин шәһиридә пионер болуп хизмәт қилатти. Кейин биз хәт йезишип, арилишишқа башлидуқ. Кейинирәк мени Галатин шәһиридә нутуқ ейтишқа тәклип қилиндим. Мән бу пурсәттин пайдилинип, мән билән той қиламсиз дәп Рубиға той тәкливини қойдум. Шуниң билән Рубиниң җамаитигә көчүп бардим. 1959-жили биз той қилдуқ.

ҖАМАӘТТӘ БАШҚИЛАРҒА ТӘЛИМ БЕРИМӘН

23 йешимда Галлатинда җамаәтни тәшкилигүчи хизмәткар болуп тәйинләндим (һазир ақсақаллар кеңишиниң риясәтчиси). Чарлз Томпсон районға җавапкар ақсақал болуп тәйинлинип, биринчи болуп бизниң җамаитимизни зиярәт қилишқа кәлгән еди. Униң көп тәҗрибиси болсиму, у мениңдин бурадәрләрниң немигә муһтаҗлиғини вә башқа районға җавапкар ақсақаллар уларға қандақ ярдәм бериватқанлиғини сориди. Униңдин бир ишқа қарар чиқириштин авал һәммә нәрсидин хәвәрдар болуш үчүн соалларни қоюшниң муһимлиғини үгәндим.

1964-жилниң май ейида Нью-Йорк штатидики Җәнубий Лансинг шәһиридә ечилған бир айлиқ Падишалиқ хизмәт мәктивидә оқушқа чақирилдим. Бу мәктәптә йетәкчилик қилидиған бурадәрләр билим елиш вә роһий җәһәттин өсүш арзу-истигимни күчәйтти.

РАЙОНҒА ҖАВАПКАР АҚСАҚАЛ СҮПИТИДӘ ТӘЛИМ БЕРИМӘН

1965-жили, январь ейида Руби иккимизни җамаәтләрни зиярәт қилиш хизмитигә чақирди. Биз хизмәт қилидиған район нурғун җайларни өз ичигә алған болуп. Теннессидики Ноксвиллдин башлап, Вирджиниядики Ричмондқичә созулған. Униң ичигә Шималий Каролина, Кентукки вә Ғәрбий Вирджиния кирәтти. Мән пәқәт қара тәнлик қериндашларниң җамаәтлирини зиярәт қилаттим. Чүнки шу вақитта Америкиниң җәнубидики штатларда ақ-қара тәнликләр дәп бөлүнгән болуп, ақ тәнликләр билән қара тәнликләр биргә олтиришқа болматти. Бурадәрләр интайин кәмбәғәл еди. Биз өзүмиздә барини улар билән бөлүшүшни үгәндуқ. Узун жил районға җавапкар ақсақал болуп хизмәт қилған бурадәр маңа муһим нәрсини үгәтти: «Өзүңни қериндашлардин үстүн тутма. Җамаәткә башлиқ охшаш бармаң. Пәқәт улар сени аддий өзлириниң қериндишидәк көргәндила, уларға ярдәм берәләйсән».

Биз кичик бир җамаәтни зиярәт қилғанда, Руби бир яшлиқ қизи бар аял билән Муқәддәс китап үгинишини башлиған еди. Җамаәттикиләрниң һечбири үгинишни өткүзүш имканийити болмиған чағларда, Руби униңға хәт йезиш арқилиқ үгинишни өткүзәтти. Биз кейинки қетим шу җамаәтни зиярәт қилишқа кәлгәндә, әшу аял һәммә жиғилишқа қатнашқан еди. Икки мәхсус пионер шу җамаәткә көчүп барғанда, шу аял билән үгинишни давамлаштурди. Көп өтмәй, у чөмдүрүлүштин өтти. Тәхминән 30 жилдин кейин, 1995-жили Патерсон Бәйтәлдә яш бир қериндаш өзини Рубиға тонуштурди. У Руби үгиниш қилған һелиқи аялниң қизи еди. У йолдиши билән Гилиад мәктивиниң 100-синипини пүтәргән еди.

Биз иккинчи қетим хизмәт қилған район Флорида штатиниң оттура қисимлири еди. Шу вақитта машиниға еһтияҗимиз болғанлиқтин, әрзән бир машина сетивалдуқ. Амма бир һәптә өтмәйла, униң моторида кашила көрүнди. Ремонт қилдурушқа пулимиз йоқ еди. Мән бизгә ярдәм берәләйду дәп қариған бурадәргә телефон қилдим. У бир ишчисидин бизгә ярдәм беришни сорап, бизгә ремонт һәққини бәрмәсликни ейтти. Һәтта бизгә соғат сүпитидә пул бәрди! Бу мисал Йәһва Худаниң Өз хизмәтчилиригә қандақ ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини көрситиду. Бу бизгә мәрт болушни әскәртип турди.

Җамаәтләрни зиярәт қилғанда, қериндашларниң өйлиридә тураттуқ. Шуңа нурғун яхши достларни тапқан едуқ. Бир күни җамаәт тоғрисидики мәлуматни хәт уруш машинисида йезип болалмай, әтисигә қалдуруп қойған едим. Шу күни кәчқурун қайтип келип қарисам, шу өйдики үч яшлиқ бала язғанлиримни битчит қилған еди. Мән шу ишни узун жиллар әшу балиға ейтип берип, уни хиҗил қилаттим.

1971-жили Нью-Йорк шәһиридә даиригә җавапкар ақсақал болуп хизмәт қилиш тоғрисида хәт тупшурвалдим. Биз һаң-таң болуп қалдуқ! У йәргә көчүп барғанда 34 яшта едим. Мән қара тәнлик бурадәрләр арисида биринчи даиригә җавапкар ақсақал болған едим. Қериндашлар мени яхши күтүвалған еди.

Даиригә җавапкар ақсақал сүпитидә һәр һәптә ахирида районлуқ конгрессларда Йәһва Худа тоғрилиқ тәлим бериштин интайин көп хошаллиқ таптим. Көплигән районға җавапкар ақсақалларниң мениңдин көпирәк тәҗрибилири бар еди. Уларниң бири мән чөмдүрүлүштин өткәндә нутуқ ейтқан. Башқа бир бурадәр Теодор Ярач кейинирәк Рәһбәрлик кеңәшниң әзаси болған. Бруклиндик Бәйтәлдә йәнә нурғун тәҗрибилик бурадәрләр хизмәт қилған. Мән районға җавапкар ақсақаллар вә бәйтәллик қериндашларға интайин миннәтдар, чүнки улар маңа өзүмни әркин-азадә һис қилишимға ярдәм бәргән еди. Бу көйүмчан падичилар Худаниң Сөзигә тайинип, тәшкилатимизни чин жүрәктин қоллап-қувәтлигәнлигини өз көзүм билән көрдүм. Улар кәмтәр болғачқа, маңа районға җавапкар ақсақал болуш асан болған.

ҚАЙТИДИН РАЙОНҒА ҖАВАПКАР АҚСАҚАЛ БОЛДУМ

1974-жили Рәһбәрлик кеңәш йәнә бир топ районға җавапкар ақсақалларни даиригә җавапкар ақсақал болушқа тәйинлиди. Бу қетим мән Җәнубий Каролина штатида қайта районға җавапкар ақсақал болушқа тәйинләндим. Шу вақитта һәйран хошилинарлиқ иш йүз берип, ақ вә қара тәнлик қериндашларниң җамаәтлири бирләштүрди. Қериндашлар шат-хорамлиққа чөмди.

1976-жили Атланта вә Колумбусниң оттурисидики Джорджияға әвәтилдим. Мән бир дәпнә мәрасимида ейтқан нутуқ һазирғичә есимдин кәтмәйду. Бир қара тәнлик қериндашларниң өйигә от қоюветилгән, бәш бала көйүп өлүп кәткән вә ата-анилири еғир ярилинип дохтурханида ятқан еди. Уларға тәсәлли бериш үчүн дохтурханиға нурғун ақ вә қара тәнлик қериндашлар кәлди. Мән қериндашларниң арисидики өзгичә меһир-муһәббәтни көрдүм. Худаниң хизмәтчилири өз ара шундақ сөйгү-муһәббәт көрсәтсә, һәрқандақ қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәләйду.

БӘЙТӘЛДӘ БИЛИМ АЛДИМ ВӘ ТӘЛИМ БӘРДИМ

1977-жили Бруклиндики Бәйтәлгә бирнәччә ай бир ишни тамамлашқа чақирилдуқ. Ишимиз түгәй дәп қалғанда, Рәһбәрлик кеңәшниң икки әзаси мениң билән параңлишип: «Руби иккиңлар Бәйтәлдә хизмәт қилишни халамсиләр?»— дәп сориди. Биз бу тәклипни қобул қилдуқ.

Мән 24 жил Бәйтәлниң Хизмәт бөлүмидә ишлидим. Бу бөлүмдә бурадәрләр қийин соалларни һәл қилиши керәк. Көп жиллардин бу ян Рәһбәрлик кеңәш Муқәддәс китап принциплири бойичә йол-йоруқларни берип келиватиду. Бу берилгән йол-йоруқларға асасән соалларға җавап берилипла қалмай, йәнә районға җавапкар ақсақаллар, җамаәттики ақсақаллар вә пионерлар тәрбийилиниду. Бу тәлим-тәрбийә үчүн тәйярланған материал нурғун қериндашларни роһий җәһәттин өсүшигә ярдәм бериватиду. Нәтиҗидә, бу Йәһваниң тәшкилатини техиму күчәйтмәктә.

1995-жилдин 2018-жилғичә мән мәркизий Баш идаригә вакаләтән башқа дөләтләрдики Бәйтәлләрни зиярәт қилдим. Мән Бәйтәл комитети, Бәйтәлдә хизмәт қилидиғанлар вә миссионерларниң һәрхил қийинчилиқлириға бәрдашлиқ бериши үчүн уларға илһам бәрдим. Улар ейтип бәргән вақиәләрдин Руби вә мән көп илһам алдуқ. Мәсилән, 2000-жили Руандиға бардуқ. 1994-жили у йәрдә ирқи қирғинчилиқ йүз бәргән еди. Қериндашлар вә Бәйтәлдә хизмәт қилғанларниң бу вақитта қандақ қийинчилиқларни баштин кәчүргәнлигини аңлиғанда, биз қаттиқ тәсирләндуқ. Көпинчилири йеқин кишилиридин айрилған еди. Қандақ қийинчилиқларни баштин кәчүргән болушидин қәтъийнәзәр, әшу қериндашлар етиқат, үмүт вә хошаллиғини йоқатмиған еди.

Той қилғинимизға 50 жил болған күни

Һазир йешимиз 80дин ашти. Йеқинки 20 жилда Америка Бәйтәл комитетида хизмәт қилип келиватимән. Мән университетта оқумиған болсамму, Йәһва вә Униң тәшкилатидин әң алий билимгә егә болдум. Бу маңа башқиларға инсанларни мәңгү пайдиға ериштүридиған Муқәддәс китап һәқиқәтлирини үгитиш пурситини бәрди (Кор. 2-х. 3:5; Тим. 2-х. 2:2). Муқәддәс китаптики билим адәмләрниң һаятини өзгәртип, Яратқучиси билән дост болушиға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрдүм (Яқуп 4:8). Йәһва Худа тоғрилиқ көпирәк билим елиш вә башқиларға Муқәддәс китаптин тәлим бериш чоң шан-шәрәп! Аялим иккимиз башқиларни бу пурсәтни қәдирләшкә күчимизниң йетишичә дәвәт қилимиз.