40-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Кишиләргә тоғра йолни көрситиңлар
«Нурғун кишиләрни һәққанийлиқ йолиға башлап киргәнләр юлтузларға охшаш әбәдил-әбәт парлап туриду» (ДАН. 12:3, КТ).
12-НАХША Вәдә қилинған мәңгү һаят
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Мәсиһниң миңжиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә қандақ хошал қиларлиқ вақиәләр йүз бериду?
МӘСИҺНИҢ миңжиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә, йәр йүзидә тирилиш башлинидиған күнни тәсәввур қилип көрүң! Нәқәдәр гөзәл бир күн, һә! Йеқин кишилиридин айрилғанларниң һәммиси уларни қайта көрүшкә тәшна. Йәһва Худа техиму шундақ! (Аюп 14:15) Йәр йүзидә сөйүмлүк кишилиримиз билән қайта җәм болуш бизни чәксиз хошаллиққа чөмдүриду. Алдинқи мақалидә үгәнгинимиздәк, һаятлиқ китавиға исми йезилған «яхшилар» яки һәққанийлар «һаятлиқ үчүн тирилиду» (Әлч. 24:15; Йоһ. 5:29). Бәлким нурғунлиримизниң йеқин кишилири Армагедондин кейин тирилдүрүлүши мүмкин b. Буниңдин башқа, Йәһва Худани тонуш яки Униңға садиқ хизмәт қилиш пурсити болмай өлүп кәткән «яманлар» яки һәққаний әмәсләр «һөкүм үчүн тирилиду».
2, 3. а) Йәшая 11:9, 10-айәтләрдә көрситилгәндәк, инсанийәт тарихидики қандақ иш йолға қоюлиду? ә) Бу мақалидә қайси соаллар үстидә муһакимә қилимиз?
2 Тирилгәнләрниң һәммисигә тәлим бериш керәк (Йәшая 26:9; 61:11). Шуңа, пүткүл инсанийәт тарихидики әң чоң көләмлик тәлим-тәрбийә бериш иши йолға қоюлуши керәк (Йәшая 11:9, 10ни оқуң). Немә үчүн? Биринчидин, тирилдүрүлгән һәққаний әмәс кишиләр Әйса Мәсиһ, Падишалиқ орунлаштуруши, төләм қурбанлиғи, Йәһваниң исми вә пәқәт У пүткүл Каинатқа һөкүмранлиқ қилишқа һоқуқлуқ екәнлиги һәққидә үгиниши керәк. Һәтта һәққаний кишиләрму Йәһваниң йәр йүзи үчүн қилған ирадиси һәққидә бир-бирләп ашкарилиған һәқиқәтләрни үгиниши керәк. Бу садақәтмән кишиләрниң бәзилири Муқәддәс Язмилар пүтүнләй тамамлиништин илгири өлүп кәткән. Һәққаний вә һәққаний әмәс адәмләр үгинидиған нурғун нәрсиләр бар.
3 Бу мақалидә төвәндики соаллар үстидә муһакимә қилимиз: Бу кәң көләмлик тәлим бериш иши қандақ елип берилиду? Бу иш кишиләрниң исимлириниң һаятлиқ китавиға мәңгүлүк йезилиши яки йезилмаслиғиға қандақ тәсир қилиду? Бу соалларниң җавави биз үчүн бәк муһим. Көргинимиздәк, Даниял вә Вәһий китаплирида йезилған кишини һәйран қалдуридиған бәзи бәшарәтләр өлүкләр тирилгәндә, немә ишларниң болидиғанлиғи тоғрисидики чүшәнчимизни айдиңлаштурушқа ярдәм бериду. Авал Даниял 12:1, 2-айәтләрдики бәшарәттә тилға елинған кишини һаяҗанлиқ вақиәләрни көрүп бақайли.
УХЛАВАТҚАНЛАР ОЙҒИНИДУ
4, 5. Даниял 12:1-айәт, заман ахири һәққидә немиләрни ашкарилайду?
4 Даниял 12:1ни оқуң. Даниялниң китави ахирқи заман күнлиридә йүз беридиған һаяҗанлиқ иш-вақиәләрниң тәртивини ашкарилиған. Мәсилән, Даниял 12:1-айәттә, пәриштә Микаил, йәни Әйса Мәсиһ Худа хәлқиниң қоғдиғучиси сүпитидә келидиғанлиғи көрситилгән. Бу бәшарәтниң бир қисими, Әйса 1914-жили асманда Худа Падишалиқниң Падишаси болуп тәхттә олтарғанда әмәлгә ашурулған.
5 Униңдин башқа, Даниял пәйғәмбәр «жут-дөләт барлиққа кәлгәндин буян, шундақ чоң балаю-апәтлик мәзгил болуп бақмиған» балаю апәтлик күнләрдә Әйсаниң қоғдиғучи болидиғанлиғиниму ейтқан. Мәтта 24:21-айәттә тилға елинған бу «бүйүк апәт» болса, дәһшәтлик балаю апәтни көрситиду. Дәһшәтлик балаю апәт ахирлашқанда, йәни Армагедонда Әйса орнидин туруп, Худа хәлқини қоғдаш үчүн һәрикәткә өтиду. Вәһий китави, бу зор бир топ халайиқни дәһшәтлик балаю апәтни бешидин өткүзүп кәлгәнләрдур дәйду (Вәһ. 7:9, 14).
6. Зор бир топ халайиқ дәһшәтлик балаю апәттин қутулғандин кейин немә иш йүз бериду? Чүшәндүрүп бериң. (Шундақла йәрдә яшаш үчүн тирилдүрүлүш тоғрисидики «Оқурмәнләрниң соаллириға» қараң.)
6 Даниял 12:2ни оқуң. Зор бир топ халайиқ дәһшәтлик балаю апәттин қутулғандин кейин немә иш йүз бериду? Бу бәшарәт биз илгири чүшәнгәндәк, бир символлуқ тирилишни, йәни Худа хәлқиниң роһий гүллинишини көрсәтмәйду c. Әксичә, бу сөзләр кәлгүсидики йеңи дунияда йүз беридиған өлүкләрниң тирилишини көрситиду. Биз немишкә бундақ хуласә чиқаралаймиз? Аюп 17:16-айәттики «тупрақ» ибариси қәбрини билдүриду. Демәк, Даниял 12:2-айәттә тилға елинған тирилиш болса, ахирқи заман ахирлишип, Армагедон урушидин кейин йүз беридиған удул мәнадики өлүкләрниң тирилишини көрситиду.
7. а) Бәзиләрниң «мәңгүлүк һаятқа» еришиш үчүн тирилиши немини билдүриду? ә) Кәлгүсидә тирилип техиму яхши һаятлиққа еришиш немә үчүн әвзәл?
7 Ундақта, Даниял 12:2-айәттә йезилған бәзиләрниң «мәңгүлүк һаятқа» еришиш үчүн тирилиши немини билдүриду? Бу миңжиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә, өлүмдин тирилип, Яратқучи Йәһва вә Мәсиһ Әйсани тонуған яки тонуйдиған һәмдә уларға бойсунғанларниң әң ахирида мәңгүлүк һаятқа еришидиғанлиғини билдүриду (Йоһ. 17:3). Кәлгүсидә «әвзәлирәк тирилишкә йетиш» өтмүштә бәзи инсанлар қайта еришкән һаятлиққа қариғанда яхширақ (Ибр. 11:35). Немә үчүн? Чүнки әшу намукәммәл инсанлар йәнә өлүп кәткән.
8. Бәзиләрниң «номуста һәм мәңгүлүк рәсвачилиққа» тирилиши қандақ болиду?
8 Амма тирилгәнләрниң һәммиси Йәһваниң тәлим-тәрбийисини қобул қилмайду. Даниялниң бәшаритидә бәзиләр «номуста һәм мәңгүлүк рәсвачилиққа» тирилидиғанлиғи тилға елинған. Улар исиянкарлиқ роһни нәмаян қилидиған болғачқа, уларниң исимлири һаятлиқ китавиға йезилмайду вә улар мәңгүлүк һаятқа еришәлмәйду. Әксичә, улар «мәңгүлүк рәсвачилиққа» яки һалак болиду. Шуңа Даниял 12:2-айәт өлүмдин тирилгән барлиқ инсанлар тирилгәндин кейин қилған ишлириға асасән уларға ахирида немә болидиғанлиғини ейтип бериду d (Вәһ. 20:12). Бәзиләр мәңгүлүк һаятқа еришиду, йәнә бәзилири еришмәйду.
НУРҒУН КИШИЛӘРГӘ ТОҒРА ЙОЛ КӨРСИТИҢЛАР
9, 10. Дәһшәтлик балаю апәттин кейин йәнә қандақ ишлар йүз бериду вә кимләр «асман гүмбизидәк нурлуқ болиду»?
9 Даниял 12:3ни оқуң. Йеқинлап келиватқан «чоң балаю-апәтлик мәзгилдин» кейин йәнә қандақ ишлар йүз бериду? Даниял 12:2-айәттин башқа, 3-айәттиму дәһшәтлик балаю апәттин кейин йүз беридиған ишлар көрситилгән.
10 Кимләр «асман гүмбизидәк нурлуқ болиду»? Мәтта 13:43-айәттики Әйсаниң сөзлири буни билишимизгә ярдәм бериду: «һәққаний адәмләр у чағда Атиси Худаниң Падишалиғида қуяштәк чақнайду». Бу сөзләрниң алди-кәйнидики айәтләрдә, «Падишалиқниң оғуллири» дегән сөзләрни ишлитип, Әйса өзи билән биллә асманда Падишалиқ қилидиған майланған қериндашлири һәққидә сөзлигән еди (Мәт. 13:38). Шуңа, Даниял 12:3-айәттә чоқум майланғанлар вә уларниң миңжиллиқ Падишалиқ мәзгилидә қилидиған хизмити тилға елинған.
11, 12. 144000 талланғанлар миң жил җәриянида қандақ хизмәт қилиду?
11 Майланған нурғун «һәққанийлиқ йолиға башлап киргәнләр» сүпитидә немә қилиду? Майланған етиқатчилар Әйса Мәсиһ билән йеқиндин һәмкарлишип, 1000 жил җәриянида йәр йүзидә елип берилидиған тәлим-тәрбийә ишиға йетәкчилик қилиду. 144000 талланғанлар пәқәт падишалиқ қилипла қалмай, йәнә роһаний болуп хизмәт қилишиду (Вәһ. 1:6; 5:10; 20:6). Шу арқилиқ улар пүткүл «хәлиқләргә шипа» бериш ишиға қатнишип, инсанийәтниң аста-аста мукәммәл һаләткә қайтишиға ярдәм бериду (Вәһ. 22:1, 2; Әзәк. 47:12). Майланғанлар үчүн бу нәқәдәр зор хошаллиқ-һә!
12 «Һәққанийлиқ йолиға» башлиғанларға әгишип, тоғра йолға маңған нурғун кишиләр кимләр? Булар өлүмдин тирилидиғанлар вә Армагедондин аман-есән өткәнләр билән йеңи дунияда туғулуши мүмкин болған балиларни өз ичигә алиду. Миң жил ахирлашқанда, йәр йүзидә яшайдиғанларниң һәммиси мукәммәл болиду. Ундақта қачан уларниң исимлири һаятлиқ китавиға қериндаш қәләм билән әмәс, бәлки сия қәләм билән мәңгүлүк йезилиду?
ӘҢ АХИРҚИ СИНАҚ
13, 14. Йәр йүзидики барлиқ мукәммәл инсанлар мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн немә қилиши керәк?
13 Шуни унтуп қалмаслиғимиз керәкки, мукәммәл болушниң өзи адәмниң мәңгүлүк һаятқа еришидиғанлиғиға капаләт бәрмәйду. Адәм ата билән Һава анини ойлаң. Улар мукәммәл еди. Амма улар мәңгүлүк һаятқа еришиштин бурун Йәһва Худаға итаәт қилидиғанлиғини көрситиши керәк еди. Толиму әпсус, улар шундақ қилмиған еди (Рим. 5:12).
14 Миң жилниң ахирида йәр йүзидә яшайдиған кишиләрниң әһвали қандақ болиду? Уларниң һәммиси мукәммәл болиду. Ундақта әшу мукәммәл кишиләрниң һәммиси Йәһваниң һөкүмранлиғини мәңгү қолламду? Яки бәзилири Адәм ата билән Һава аниға охшаш мукәммәл болушиға қаримай, Худаға итаәтсизлик қиламду? Бу соалларға җавап бериш керәк. Амма қандақ?
15, 16. а) Қачан пүткүл инсанлар Йәһваға итаәт қилидиғанлиғини көрситиш пурситигә еришиду? ә) Әң ахирқи синақтин кейин немә болиду?
15 Шәйтан 1000 жил солап қоюлиду. Бу мәзгилдә у һечкимни аздуралмайду. Лекин 1000 жил ахирлашқанда, Шәйтан қоюп берилиду вә у мукәммәл инсанларни аздурушқа тиришиду. Бу синақта йәр йүзидики барлиқ мукәммәл инсанлар Худаниң исмини һөрмәтләйдиған-һөрмәтлимәйдиғанлиғи вә Униң һөкүмранлиқ һоқуқини қоллайдиған-қоллимайдиғанлиғини ениқ көрситиш пурситигә еришиду (Вәһ. 20:7—10). Һәрбир кишиниң бу әң ахирқи синақтики таллиши уларниң исимлириниң һаятлиқ китавиға мәңгүлүк йезилидиған-йезилмайдиғанлиғини бәлгүләйду.
16 Муқәддәс китапқа асасланғанда, бәзи инсанлар Адәм ата билән Һава аниға охшаш Йәһваниң һөкүмранлиғини рәт қилиду. Уларниң ақивети қандақ болиду? Вәһий 20:15-айәт мундақ дәйду: «Исми һаят түртигигә йезилмиған һәрқандақ киши от көлигә ташланди». Шундақ, бу исиянчилар мәңгү йоқ болиду. Амма көп сандики мукәммәл инсанлар бу әң ахирқи синақтин өтүп, уларниң исимлири һаятлиқ китавиға мәңгүлүк йезилиду.
ЗАМАН АХИРИДА
17. Пәриштә Даниялға бизниң заманимиз һәққидә немә дегән? (Даниял 12:4, 8—10)
17 Кәлгүсидә йүз беридиған мошу вәқиәләрни ойлиғинимизда һаяҗанға чөмүмиз! Бирақ бизниң заманимиз, йәни заман ахири һәққидә Даниял пәйғәмбәр бир пәриштидин бәзи муһим мәлуматларға тапшурувалған еди (Даниял 12:4, 8—10ни оқуң; Тим. 2-х. 3:1—5). Пәриштә Даниялға тоғра билимниң ашидиғанлиғини дегән. Шундақ, Худа хәлқи бу китавидики бәшарәтлик сөзләрни техиму чоңқурирақ чүшәнди. Пәриштә йәнә заман ахири һәққидә шундақ дегән: «Рәзилләр болса, давамлиқ рәзиллик қиливериду; улардин һеч ким буни чүшинәлмәйду, бирақ ақиллар чүшиниду».
18. Пат йеқинда яманларға немә болиду?
18 Бүгүнки күндә яманларниң яман қилмишлири җазасиз қиливатқандәк көрүнүши мүмкин (Мал. 3:14, 15). Лекин узун өтмәй, Әйса өчкә кәби яман инсанларни һөкүм қилиду вә уларни қойға охшаш яхши инсанлардин айрийду (Мәт. 25:31—33). Бу яманлиқ қилғучилар дәһшәтлик чоң балаю апәттин қутулалмайду вә йеңи дуниядики һаятлиқ үчүн тирилмәйду. Уларниң исимлири Малаки 3:16-айәттә тилға елинған «хатирә китавиға» йезилмайду.
19. Һазир немә қилишимиз керәк вә немә үчүн? (Малаки 3:16—18)
19 Һазир өзүмизниң яманлар арисида әмәслигимизни испатлайдиған пәйттур (Малаки 3:16—18ни оқуң). Йәһва Өзи «хас мүлүк» яки қиммәтлик байлиқ дәп қариған кишиләрни жиғиватиду. Әлвәттә, биз уларниң арисида болушни халаймиз.
20. Йәһва Даниялға қандақ вәдә бәргән вә немә үчүн бу вәдиниң әмәлгә ешишини үмүт қилисиз?
20 Һәқиқәтән, биз әҗайип заманда яшаватимиз. Амма техиму һәйран қаларлиқ ишлар йүз бериш алдида турмақта. Узун өтмәй, биз барлиқ яманлиқларниң йоқ болидиғанлиғини көримиз. Шуниңдин кейин, Йәһваниң Даниялға бәргән вәдисиниң әмәлгә ашқанлиғини көримиз: «Күнләрниң ахирида несивәңгә муйәссәр болушқа қайта тирилисән» (Дан. 12:13). Һәммимиз Даниялға охшаш сөйүмлүк кишилиримиз тирилидиған күнни тәшналиқ билән күтиватимиз. У күнни көрәлишимиз үчүн һазир пүтүн күчимиз билән садиқ болуп қелишқа тиришайли. Шундақ болғанда, исмимиз Йәһваниң һаятлиқ китавида давамлиқ сақлинип қалиду.
1-НАХША Йәһваниң есил пәзиләтлири
a Даниял 12:2, 3-айәтләрдә тәсвирләнгән илгири һечқачан болуп бақмиған кәң көләмлик тәлим-тәрбийә бериш ишиға болған йеңи өзгәртилгән чүшәнчимиз муһакимә қилиниду. Биз бу ишниң қачан йүз беридиғанлиғи вә кимләрниң қатнишидиғанлиғини көрүп чиқимиз. Биз йәнә бу тәлим-тәрбийә ишиниң йәр йүзидикиләрни Мәсиһниң миңжиллиқ һөкүмранлиғи ахирлашқан чағдики әң ахирқи синаққа қандақ тәйярлайдиғанлиғини үгинимиз.
b Бәлким тирилиш ахирқи заманда садиқлиқни сақлап өлүп кәткәнләрдин башлинип, әвлатму әвлат давам қилиши мүмкин. Әгәр растинла шундақ болса, һәрбир әвлат кишиләрниң өзи тонуйдиған кишиләрни қарши елиш пурсити болиду. Қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Муқәддәс Язмиларда асманға тирилиш һәққидә һәрбир адәмниң новити бар дейилгән. Биз йәр йүзидики тирилишниңму новити билән тәртиплик болидиғанлиғини пәрәз қилалаймиз (Кор. 1-х. 14:33; 15:23).
c Бу чүшәндүрүш «Даниял пәйғәмбәрниң бәшаритигә диққәт қилиң» намлиқ китапниң 17-баби вә «Күзитиш мунари», 1987-жил, 1-июль сани, 21—25 бәтләрдә кәлтүрүлгән чүшәнчигә қарита өзгәртишкә берилгән чүшәндүрүш.
d Селиштуруп көрсәк, Әлчиләр 24:15-айәттики «һәққаний» вә «һәққаний әмәсләр» дегән сөзләр билән Йоһан 5:29-айәттики «яхшилиқ қилғанлар» вә «яманлиқ қилғанлар» дегән ибариләр тирилдүрүлгәнләрниң өлүп кетиштин бурунқи болған ишлириға қаритилған.