Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

37-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Қериндашларға ишиниңлар

Қериндашларға ишиниңлар

«Меһир-муһәббәт... һәммигә ишиниду, һәммә нәрсигә үмүтлиниду» (КОР. 1-Х. 13:4, 7).

18-НАХША Худаниң чин муһәббити

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Немә үчүн бу дунияда кишиләрниң бир-биригә ишәнмәйдиғанлиғини көрүп һәйран қалмаймиз?

 КИШИЛӘР Шәйтанниң дуниясида кимгә ишинишни билмәйду. Улар давамлиқ сода-тиҗарәт, сәясий ишлар вә диний даһийларниң иш-һәрикәтлиридин үмүтсизлиниду. Нурғун кишиләр достлири, хошнилири, һәтта аилә әзалириғиму ишәнмәйдиған болуп кетиватиду. Биз буниңдин һәйран қалмаслиғимиз керәк. Муқәддәс китапта «ахирқи күнләрдә... [и]нсанлар... садиқсиз, ... төһмәтхор, ... сатқун» болидиғанлиғи алдин ейтилған. Башқичә ейтқанда, кишиләр бу дунияниң ишәнчсиз илаһи болған Шәйтанниң миҗәз-хулқини әкс әттүриду (Тим. 2-х. 3:1—4; Кор. 2-х. 4:4).

2. а) Биз кимгә толуқ ишәнч қилалаймиз? ә) Бәзиләр қандақ ойлиши мүмкин?

2 Мәсиһниң әгәшкүчилири сүпитидә биз Йәһва Худаға толуқ ишәнч қилалайдиғанлиғимизни билимиз (Йәр. 17:7, 8). Биз Униң бизни сөйидиғанлиғиға вә Өз достлирини һәргиз ташлима йдиғанлиғиға ишинимиз (Зәб. 9:10). Йәнә биз Мәсиһ Әйсаға ишәнч қилалаймиз, чүнки у биз үчүн җенини пида қилған (Пет. 1-х. 3:18). Биз баштин өткүзгән ишлардин Муқәддәс Язмиларниң ишәнчлик көрсәтмиләрни беридиғанлиғини үгәндуқ (Тим. 2-х. 3:16, 17). Биз Яратқучи Йәһва, Мәсиһ Әйса вә Муқәддәс китапқа ишәнч қилалайдиғанлиғимизға ишинимиз. Амма бәзиләр җамаәттики қериндашларға һәрдайим ишинәләймизму дәп ойлиши мүмкин. Әгәр җавап «һә-ә» болса, ундақта немишкә уларға ишинәләймиз?

БИЗ ҚЕРИНДАШЛИРИМИЗҒА МУҺТАҖ

Дунияниң җай-җайлирида бизгә охшаш Йәһва Худани яхши көридиған ишәнчлик қериндашлиримиз бар (3-абзацқа қараң)

3. Биздә қандақ алаһидә имтияз бар? (Марк 10:29, 30)

3 Тәңри Йәһва бизни Өзигә ибадәт қилидиған хәлиқаралиқ чоң аилиниң бир әзаси болушқа таллиған. Ойлап көрүң: бу бир алаһидә имтияз вә бизни зор бәрикәтләргә ериштүриду! (Марк 10:29, 30ни оқуң). Дунияниң һәрқайси җайлирида бизгә охшаш Йәһва Худани сөйидиған вә Униң өлчәмлири бойичә яшашқа пүтүн күчи билән тиришидиған қериндашлиримиз бар. Тилимиз, мәдәнийитимиз вә кийинишимиз бир-биригә охшимаслиғи мүмкин. Амма улар билән тунҗа қетим көрүшкәндә, өзүмизни уларға йеқиндәк һис қилимиз. Меһир-муһәббәтлик асмандики Атимизни мәдһийиләш вә Униңға ибадәт қилиш үчүн қериндашлиримиз билән биллә болушни яхши көримиз (Зәб. 133:1).

4. Немә үчүн биз қериндашлиримизға муһтаҗ?

4 Һазир илгирики һәрқандақ вақитқа қариғанда, қериндашлиримиз билән инақ-иттипақ өтүшимиз керәк. Бәзи вақитларда улар жүкимизни көтиришимизгә ярдәм бериду (Рим. 15:1; Гал. 6:2). Улар бизни Яратқучимиз Йәһваға хизмәт қилиш қизғинлиғимизни йоқатмаслиққа вә Униң билән болған достлуғимизни сақлашқа илһамландуриду (Сал. 1-х. 5:11; Ибр. 10:23—25). Әгәр ортақ дүшминимиз Шәйтан Иблис вә униң рәзил дуниясиға қарши турушимизға ярдәм беридиған җамаәтниң һимайиси болмиса, қандақ һис-туйғуда болидиғанлиғимизни ойлап көрүң. Шәйтан вә у контрол қиливатқан кишиләр пат йеқинда Худаниң хәлқигә һуҗум қилиду. Тәсәввур қилиң, шу чағда қериндашлиримиз йенимизда болғиниға миннәтдар болимиз!

5. Немә үчүн бәзиләрниң қериндашлириға ишиниши тәскә тохтайду?

5 Амма бәзиләрниң қериндашлириға ишиниши тәскә тохтайду. Сәвәви бир қериндаш мәхпий дәп қариған ишни башқиларға ейтип қоюши яки вәдисигә әмәл қилмиған болуши мүмкин. Бәлким, җамаәттә бирлири уларниң көңлигә қаттиқ азар беридиған сөзләрни яки ишларни қилған. Бундақ ишларни баштин кәчүрсәк, башқиларға ишиниш қийин болуши мүмкин. Ундақта етиқатчи қериндашлиримизға болған ишәнчимизни қайта турғузушқа немә ярдәм берәләйду?

МЕҺИР-МУҺӘББӘТ ИШӘНЧИМИЗНИ ТУРҒУЗУШҚА ЯРДӘМ БЕРИДУ

6. Меһир-муһәббәт ишәнчимизни турғузушқа қандақ ярдәм берәләйду? (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4—8)

6 Меһир-муһәббәт ишәнчниң асасидур. Коринтлиқларға йезилған 1-хәт 13-бапта башқиларға болған ишәнчимизни турғузуш яки қайта тикләшкә ярдәм берәләйдиған сөйгү-муһәббәтниң нурғун тәрәплири баян қилинған (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4—8ни оқуң). Мәсилән, 4-айәттә «меһир-муһәббәт узақ сәвирлик һәм меһривандур» дейилгән. Биз Тәңри Йәһваға қарши гуна қилсақму, У бизгә сәвирчан болиду. Шундақ екән, қериндашлиримиз бизни териктүридиған яки көңлүмизни ағритидиған сөзләрни яки ишларни қилса, чоқум сәвирчан болушимиз керәк. Йәнә 5-айәттә мундақ дейилгән: «[Меһир-муһәббәт] терикмәйду, адавәт сақлимайду». Биз өтмүштә қериндашлиримизниң көңлүмизни ағритқан гәп-сөз яки иш-һәрикәтлирини есимиздә сақлавелип, қәлбимиздә адавәт сақлашни халимаймиз. Вәз 7:9-айәт бизни «ғәзәплинишкә алдирима» дәп агаһландуриду. Әфәсликләргә 4:26-айәтни һаятимизда әмәлий қоллиниш бәк муһим: «Ғәзәпләнгәндә,... силәр терикип жүрүп, күн петип кәтмисун».

7. Мәтта 7:1—5 айәтләрдики принциплар ишәнчимизни турғузушқа қандақ ярдәм бериду?

7 Қериндашлиримизға ишәнч қилишимизға ярдәм беридиған йәнә бир усул — уларға Йәһва Худаниң нәзәри билән қараш. Худа уларни сөйиду вә уларниң гуналирини хатириләп маңмайду. Бизму Уни үлгә қилишимиз керәк (Зәб. 130:3). Уларниң хаталиқлириға диққәт қилишниң орниға, яхши пәзиләтлирини көрүшкә тиришип, уларниң яхши ишларни қилиш йошурун күчи һәққидә ойлинишимиз керәк (Мәтта 7:1—5ни оқуң). Биз уларниң яхшилиқ қилидиғанлиғи вә бизгә зиян йәткүзүш нийити йоқлиғиға ишинимиз. Чүнки муһәббәт «һәммигә ишиниду» (Кор. 1-х. 13:7). Бу сөз немини билдүриду? Бу Йәһва Худаниң биздин башқиларға қарғуларчә ишинишни әмәс, бәлки улар өзлириниң ишәнчлик екәнлигини көрсәткәчкә, уларға ишинишимизни үмүт қилидиғанлиғини билдүриду b.

8. Қандақ қилғанда, қериндашлириңизға болған ишәнчиңизни күчләндүрәләйсиз?

8 Худди һөрмәткә охшаш, ишәнчигә еришиш үчүнму вақит кетиду. Сиз өзүңиз қериндашлириңизға болған ишәнчиңизни қандақ күчәйтәләйсиз? Улар билән яхши тонушуң. Улар билән җамаәт жиғилишида параңлишиң. Улар билән биллә вәз хизмитигә чиқишни орунлаштуруң. Уларға сәвирчан болуң. Уларға ишәнчлик екәнлигини көрситишниң пурситини бериң. Дәсләптә техи йеқин тонумайдиған кишиләргә шәхсий ишлириңиз һәққидә ейтмаслиғиңиз, әксичә улар билән яхширақ тонушқандин кейин өз һис-туйғулириңизни очуқ ейтишиңиз мүмкин (Луқа 16:10). Амма бир бурадәр ишәнчиңизгә хиянәт қилса, қандақ қилалайсиз? Униң билән болған достлуқ мунасивәтни үзүшкә алдиримаң. Бәлки униң орниға, бираз вақит бериң. Бирқанчә кишиниң қилғанлирини дәп башқа қериндашларға болған ишәнчиңиздин ваз кәчмәң. Һазир мошу тоғрисида Йәһва Худаниң бәзи садақәтмән хизмәткарлири көрсәткән үлгиләрни көрүп чиқимиз.

ҚЕДИМҚИ ЗАМАНДИКИ КИШИЛӘРНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ

Илийниң тунҗа инкасиға қаримай, Һанна Худаниң орунлаштурушиға болған ишәнчисини йоқатмиған (9-абзацқа қараң)

9. а) Тәңри Йәһваға вәкиллик қилдиған бәзи кишиләрниң хаталиғиға қаримай, Һанна Худаниң орунлаштурушиға болған ишәнчисини қандақ сақлап қалған? ә) Һаннаниң баштин өткүзгәнлири Йәһваниң орунлаштурушиға ишиниш тоғрилиқ сизгә немиләрни үгитиду? (Рәсимгә қараң.)

9 Йетәкчилик қилидиған бурадәрниң иш-һәрикити сизни үмүтсизләндүргәнму? Әгәр шундақ болса, Һаннаниң үлгиси һәққидә ойлинип көрсиңиз болиду. Әшу заманда баш роһаний Илий исраилларниң Тәңри Йәһваға ибадәт қилишиға йетәкчилик қилатти. Амма униң аилиси үлгилик аилә әмәс еди. Униң оғуллири бәлгүләнгән вәзипә орунлирида дайим номуссиз әхлақсиз ишларни қилатти. Бирақ дадиси уларни түзәтмигән еди. Йәһва Худа дәрһал Илийни вәзиписидин елип ташлимиған. Шундақтиму, Һанна баш роһаний Илий вәзипә өтигән чағда, Ибадәт чедирида ибадәт қилишни рәт қилип, Худаниң орунлаштурушиға қарши чиқмиған еди. Илий Һаннаниң қаттиқ азап ичидә дуа қиливатқанлиғини көрүп, уни мәс болуп қапту дәп хата йәкүн чиқарған. У ениқ тәкшүрмәй туруп, көңли беарам аялни тәнқит қилған еди (Сам. 1-яз. 1:12—16). Шундақ болсиму, әгәр Һанна оғли болса, Ибадәт чедирида хизмәт қилишқа елип келип, уни Илийниң ғәмхорлуқ қилишиға тапшуридиғанлиғини қәсәм қилған (Сам. 1-яз. 1:11). Ундақта Илийниң оғуллириға немә болған? Вақит-саати кәлгәндә, Йәһва Худа уларни җазалиған (Сам. 1-яз. 4:17). Һанна болса, мукапатлинип, Самуил исимлиқ бир оғулни туққан (Сам. 1-яз. 1:17—20).

10. Давут падиша бәзиләрниң асийлиқ қилғиниға қаримай, башқиларға болған ишәнчисини қандақ сақлап қалған?

10 Йеқин достуңиз илгири сизгә вапасизлиқ қилип баққанму? Әгәр шундақ қилған болса, Давут падишаниң кәчүрмишлири һәққидә ойлап көрүң. Униң Ахитофел исимлиқ йеқин бир дости бар еди. Амма Давутниң оғли Абшалом атисидин падишалиқ тәхтини тартивелишқа урунғанда, Ахитофел Абшаломға қошулуп, Давутқа асийлиқ қилған. Өз оғлиниң вә достум дәп қариған кишиниң қоллишидин айрилип қалған Давутниң көңли қанчилик беарам болғанду, һә! Шундақтиму, Давут бу асийлиқ түпәйли башқиларға ишиништин тохтап қалмиған. У исиянға қатнишишни рәт қилған йәнә бир садиқ дости Хушайға давамлиқ ишәнгән еди. Давутниң униңға ишинишигә йетәрлик сәвәплири бар еди. Хушай өзиниң яхши дост екәнлигини испатлиған, һәтта Давутқа ярдәм қилиш үчүн һаятини хәтәргә тәвәккәл қилған еди (Сам. 2-яз. 17:1—16).

11. Набалниң хизмәткарлиридин бири ишәнчисини қандақ көрсәткән?

11 Набалниң хизмәткарлиридин бириниң үлгисини көрүп бақайли. Давут вә униң адәмлири яхшилиқ қилип, Набал исимлиқ бир исраилниң хизмәткарлирини қоғдиған еди. Бир мәзгил өткәндин кейин әшу бай кишидин Давут өз адәмлири үчүн йемәклик сориған. Набал өз қолидин келидиған бу аддий тәләпни рәт қилған. Давут интайин аччиқлинип, Набалниң аилисидики барчә әр кишиләрни өлтүрүшни қарар қилған еди. Бир хизмәтчи Набалниң аяли Абигайилға бу әһвални хәвәр қилған. У бу аилиниң бир әзаси болуш сүпити билән өз һаятиниң Абигайилниң қолида екәнлигини биләтти. У қечип кетишниң орниға, Абигайилниң бу вәзийәтни оңшалайдиғанлиғиға ишәнгән. Униң шундақ ишәнч қилалишиниң сәвәви, һәммиси у аялниң әқиллиқ екәнлигини биләтти. Кейин йүз бәргән иш униң Абигайилға ишинишиниң тоғра екәнлигини көрсәтти. Абигайил җасарәт билән йол тутуп, Давутни өз нийитидин йеңишқа қайил қилған еди (Сам. 1-яз. 25:2—35). У Давутниң ғәрәз уқидиғанлиғиға ишәнгән.

12. Әйса Мәсиһ өз шагиртлириға болған ишәнчисини қандақ көрсәткән?

12 Әйса Мәсиһ өз шагиртлириниң хаталиғиға қаримай, уларға ишәнгән (Йоһ. 15:15, 16). Әлчиләр Яқуп билән Йоһан һәзрити Әйсадин Падишалиғида алаһидә орун беришини сориған. Шу чағда Әйса уларниң Йәһва Худаға хизмәт қилиш нийитидин гуманланмиған яки уларниң әлчи болуш имтиязини бекар қилмиған (Марк 10:35—40). Кейинирәк, у қолға елинған кечидә барлиқ шагиртлири уни ташлап қечип кәткән (Мәт. 26:56). Шундақтиму, һәзрити Әйса уларға болған ишәнчисини һәргиз йоқатмиған еди. У уларниң намукәммәлигини убдан билгән вә уларни ахириғичә сөйгән (Йоһ. 13:1). Әйса Мәсиһ тирилгәндин кейин өзиниң 11 садиқ әлчисигә шагирт йетиштүрүш хизмитидә башламчилиқ қилиш вә қиммәтлик қойлириға ғәмхорлуқ қилиштәк еғир мәсъулийәтни тапшурған (Мәт. 28:19, 20; Йоһ. 21:15—17). Бу намукәммәл инсанлар Әйсаниң ишәнчисини йәрдә қоймиған. Йәр йүзидики һаяти ахирлашқанға қәдәр, уларниң һәммиси садақәтмәнлик билән хизмәт қилған еди. Ениқки, намукәммәл кишиләргә ишиништә Һанна, Давут, Набалниң хизмәтчиси, Абигайил вә Әйса Мәсиһ биз үчүн яхши үлгә қалдурған.

ИШӘНЧИҢИЗНИ ҚАЙТА ТИКЛӘҢ

13. Башқиларға болған ишәнчимизниң тәвринип қелишиға немә сәвәп болуши мүмкин?

13 Бир бурадәргә мәхпий мәлуматни ейтип, кейинирәк у ишәнчиңизни йәрдә қойған вәзийәтни баштин өткүзгәнмидиңиз? Әгәр шундақ болған болса, бу ичиңизни бәк аччиқ қилған. Бир қетим бир қериндаш ақсақалға өзиниң шәхсий мәсилисини сөзләп бәргән. Әтиси ақсақалниң аяли қериндашқа тәсәлли бериш үчүн телефон қилған. Ениқки, ақсақал қериндаш билән болған сөһбитини аялиға ейтқан еди. Чүшинишкә болидуки, қериндашниң әшу ақсақалға болған ишәнчиси тәвринип қалған. Лекин у тоғра йол тутуп, ярдәм сориған. У болған иш һәққидә башқа ақсақал билән параңлашқан. У ақсақал қериндашниң ақсақалларға болған ишәнчисини қайта тиклишигә ярдәм бәргән.

14. Бир бурадәрниң ишәнчисини қайта әслигә кәлтүрүшигә немә ярдәм бәргән?

14 Бир бурадәр икки ақсақалға узун вақитқичә хапа болуп, уларға ишәнмәй жүргән. Амма кейинирәк у бәк һөрмәтләйдиған бурадәрниң сөзлири тоғрилиқ чоңқур ойлинишқа башлиған. Бу аддий, амма интайин күчлүк сөзләр еди: «Қериндашлиримиз әмәс, бәлки Шәйтан бизниң дүшминимиз». Бурадәр бу сөзләр үстидә хелә көп ойланған вә дуа қилип Йәһва Худадин ярдәм сориған. У ахирида әшу икки ақсақал билән тинч-инақ мунасивәтни қайта әслигә кәлтүргән.

15. Немишкә ишәнчни қайта тикләшкә вақит кетиду? Мисал кәлтүрүң.

15 Қандақту бир имтияздин айрилип қалған вақтиңиз болғанму? Шундақ әһвалда киши һәқиқәтән азаплиниду. 1930-жиллири нацист Германиясидә хизмитимиз чәкләнгән вақитта Грет вә аниси садиқ гувачилар еди. Грет етиқатчи қериндашлири үчүн «Күзитиш мунари» нусхисини көпәйтиш үчүн хәт бесиш имтиязиға еришкән. Амма бурадәрләр дадисиниң һәқиқәткә қарши туридиғанлиғини билгәндин кейин дадисиниң җамаәткә хаинлиқ қилишидин әнсирәп, улар Гретни бу имтияздин тохтитип қойған. Униң синақлири буниң биләнла түгимигән еди. Иккинчи дуния уруши мәзгилидә қериндашлар Грет вә анисиға журналниң көпәйтилгән нусхисини бәрмигән. Кочида учришип қалғанда, һәтта улар билән сөзлишишни рәт қилған. Бу һәқиқәтән уларға еғир кәлгән! Қәлб яриси бәк чоңқур болғанлиқтин, Грет өзиниң әшу қериндашлирини кәчүрүп, уларға болған ишәнчисини қайта әслигә кәлтүрүшигә узун вақит кәткәнлигини ейтқан. Вақитниң өтүшигә әгишип, у Йәһва Худаниң чоқум уларни кәчүргәнлигини вә өзиму шундақ қилиши керәклигини тонуп йәткән c.

«Қериндашлиримиз әмәс, бәлки Шәйтан бизниң дүшминимиз»

16. Немә үчүн ишәнчимизни тикләшкә тосқунлуқ қилидиған һәрқандақ тосалғуларни йеңишимиз керәк?

16 Әгәр сизму шуниңдәк көңлүңизни ағритқан ишларни баштин кәчүргән болсиңиз, ишәнчиңизни қайта тикләң. Әлвәттә, бу асан әмәс вә буниң үчүн вақит керәк. Амма бу тиришчанлиқ көрситишкә әрзийду. Ойлап көрүң: әгәр илгири йемәкликтин зәһәрләнгән болсақ, кейин йемәкликләрни йегән пәйттә чоқум еһтият қилимиз вә һәргизму йемәкликләрни йейиштин тохтап қалмаймиз. Шуниңға охшаш, биз бир қетим көңүлсизликкә учрисақ, қериндашлиримизға болған ишәнчимизни йоқатмаслиғимиз керәк. Ишәнчимизни қайта тиклисәк, техиму хошал болимиз вә диққитимизни җамаәттә өз ара ишәнчимизни күчәйтишкә өзүмиз қилалайдиған ишларға қариталаймиз.

17. Немә үчүн ишәнч шунчә муһим вә кейинки мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

17 Шәйтанниң бу дуниясида ишәнчлик адәмләр аз учрайду. Амма сөйгү-муһәббәткә асасланған ишәнч дунияниң җай-җайлиридики Йәһва гувачилириниң қериндашлиқ риштисини күчәйтиду. Бу хил ишәнч хошаллиғимиз вә инақ-иттипақлиғимизға һәссә қошуп, алдимиздики дуч келидиған қийин күнләрдә бизни қоғдайду. Әгәр кимду-бири сизни рәнҗиткән яки ишәнчиңизни йәрдә қойған болсичу? Мәсилиләргә Тәңри Йәһваниң көзқариши билән қарашқа тиришиң, Муқәддәс китаптики принципларни әмәлий қоллиниң, қериндашлириңизға болған сөйгүңизни күчләндүрүң вә Муқәддәс китап заманидики етиқатчилардин үлгә елиң. Биз азаплиқ һис-туйғулиримизни йеңип, башқиларға болған ишәнчимизни қайта тикләләймиз. Шундақ қилғинимизда, нурғунлиған яхши достларни тапалаймиз (Пәнд н. 18:24). Кейинки мақалидә қериндашлиримизға өзүмизниң ишәнчилик киши екәнлигини қандақ көрситәләйдиғанлиғимиз һәққидә муһакимә қилимиз.

31-НАХША Биз — Йәһва гувачилири

a Биз қериндашлиримизға ишинишимиз керәк. Бу һемишәм асан әмәс, чүнки улар бәзидә бизни үмүтсизләндүриду. Бу мақалидә Муқәддәс китап принциплирини әмәлий қоллиниш вә өтмүштики мисаллар үстидә ойлиниш қериндашлиримизға ишинишкә яки ишәнчимизни йәргә қойған болса, қайта ишәнчимизни тикләшкә қандақ ярдәм беридиғанлиғи һәққидә муһакимә қилимиз.

b Муқәддәс китап җамаәттики бәзи кишиләрниң ишәнчимизгә лайиқ болмаслиғи мүмкинлиги тоғрилиқ агаһландурған (Йәһ. 4). Бәк аз учрайдиған әһвалларда сахта қериндашлар бурмиланған «хата тәлим» арқилиқ башқиларни аздурушқа урунуши мүмкин (Әлч. 20:30). Биз бундақ кишиләргә ишәнмәсликни яки сөзлирини аңлимаслиқни таллаймиз.

c «Йәһва гувачилириниң 1974-жилдики (ингл.) жилнамисиниң» 129, 131 бәтлиридин Гретниң кәчүрмишлири тоғрисидики тәпсилатларни оқуң.